Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Йәһвадин үлгә елип, башқиларға ғәмхорлуқ қилиң

Йәһвадин үлгә елип, башқиларға ғәмхорлуқ қилиң

«Намратниң әһвалиға чөккән киши бәхитлик!» (ЗӘБУР 41:1).

НАХШИЛАР: 35, 50

1. Йәһваниң хизмәтчилири бир-бирини яхши көридиғанлиғини қандақ көрситиду?

 ДУНИЯНИҢ җай-җайлиридики Йәһва гувачилириниң һәммиси чоң бир аилиниң әзалири. Улар бир-бирини худди қериндашлардәк яхши көриду (Йоһанниң 1-хети 4:16, 21). Бәзи чағларда улар етиқатдашлири үчүн чоң қурбанлиқларни қилсиму, адәттә меһир-муһәббитини кичик ишлар билән көрситиду. Мәсилән, улар бир-биригә юмшақ муамилә қилип, өз сөзлири билән башқиларни мустәһкәмләйду. Өзгиләрниң һис-туйғулириға көңүл бөлгәндә, биз әрштики Атимиздин үлгә алимиз (Әфәсликләргә 5:1).

2. Әйса Атиси Йәһвадин қандақ үлгә алған?

2 Әйса Йәһваниң хисләтлирини мукәммәл тәрздә әкс әттүргән. У адәмләргә һәрдайим юмшақ муамилә қилған. У: «Һәй, әмгәкчиләр һәм җапакәшләр һәммиңлар маңа келиңлар һәм мән силәрниң һадуғуңларни чиқирай»,— дегән (Мәтта 11:28, 29). Әйсани үлгә қилип, ғерип-аҗизларға ғәмхорлуқ қилсақ, Йәһваниң қәлбини хошал қилимиз һәм өзүмизму хурсән болумиз (Зәбур 41:1). Бу мақалидә биз аилә әзалиримизниң, җамаәттики қериндашларниң вә вәз хизмитидә учритидиған адәмләрниң һис-туйғулириға көңүл бөлүшниң усуллирини көрүп чиқимиз.

АИЛӘ ӘЗАЛИРИҢИЗҒА ҒӘМХОРЛУҚ ҚИЛИҢ

3. Әр киши аялиниң һис-туйғулирини қандақ нәзәрдә туталайду? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

3 Аилә беши өйдикилиригә үлгә болуп, уларға ғәмхорлуқ қилидиғанлиғини көрситиши керәк (Әфәсликләргә 5:25; 6:4). Муқәддәс китапқа бенаән, әр кишиләр аяллириға көйүмчан болуши вә чүшиниши керәк (Петрусниң 1-хети 3:7). Аялини чүшинидиған әр киши иккисиниң һәр түрлүк екәнлигини билсиму, өзини аялидин артуқ һесаплимайду (Яритилиш 2:18). У аялниң һис-туйғулирини нәзәрдә тутуп, униңға иззәт-һөрмәт көрситиду. Канадида яшайдиған бир аял қериндишимиз өз йолдиши һәққидә мундақ дәйду: «У мениң һис-туйғулиримни һечқачан әһмийәтсиз дәп һесаплимай, “Сизгә немә көрүнди?” демәйду. У мени зәң қоюп тиңшайду. Көзқаришимни түзитиш керәк болса, у буни меһрибанлиқ билән қилиду».

Әр киши аялиға вападарлиқни сақлайду, сәвәви аялини яхши көриду, вә яманлиқни өч көриду

4. Аялиниң һис-туйғулирини ойлайдиған әр киши башқа аялларға қандақ муамилә қилиши керәк?

4 Аялиниң һис-туйғулирини ойлайдиған әр киши башқа аялларға қаш-көз ойнатмайду. Йә болмиса, шәхсән, иҗтимаий алақилишиш васитилирида яки тор арқилиқ налайиқ қизиқиш көрсәтмәйду (Аюп 31:1). Шуниң билән у мәзмуни әдәпсиз торбәтләргә кирмәйду. У аялиға вападарлиқни сақлайду. Сәвәви у яманлиқни өч көрүп, аялини вә Йәһвани яхши көриду (Зәбур 19:14; 97:10ни оқуң).

5. Аяли йолдишиниң һис-туйғулирини қандақ нәзәрдә туталайду?

5 Әр киши Әйсадин үлгә алса, аялиға уни «чоңқур һөрмәтләшкә» асанирақ болиду (Әфәсликләргә 5:22—25, 33). Йолдиши җамаәт ишлири билән бәнт болғанда яки қийинчилиққа дуч кәлгәндә, аяли униң һис-туйғулирини чүшинишкә вә меһрибан болушқа тиришип, йолдишиға һөрмәт көрситиду. Британиядики бир қериндаш мундақ дәйду: «Бәзидә аялим мүҗәзимниң өзгәргәнлигини байқап, мени бирәр нәрсә тәшвишләндүриватқанлиғини билиду. У Пәнд-нәсиһәтләр 20:5тики принципни ишлитип, мени тәшвишкә салған мәсилә мәхпий болмиса, ой-пикирлиримни “тартип” елиш үчүн тоғра вақитни сақлайду».

6. Балиларға башқиларни һөрмәтләшни вә меһрибан болушни қандақ үгитәләймиз? Буниңдин балилар қандақ пайда алиду?

6 Ата-анилар бир-бириниң һис-туйғулириға диққәт бөлсә, балилириға яхши үлгә көрситиду. Шуниң билән, улар балилириға башқиларни һөрмәтләшни вә меһрибан болушни үгитиши лазим. Мәсилән, ата-ана балилириға Ибадәт өйидә жүгрәшкә болмайдиғанлиғини чүшәндүрсә болиду. Йә болмиса, достлар билән җәм болғанда, авал чоңларниң тамақ еливелишиға йол бериш керәклигини үгәтсә болиду. Һәммимиз җамаәттики ата-аниларға ярдәм берәләймиз. Балилар яхши бир ишни қилғанда, мәсилән, биз үчүн ишикни ачқанда, уларни махташ керәк. Шундақ қилсақ, балилар хошал болуп, «елиштин көрә бериш бәхитлигирәк» екәнлигини чүшиниду (Әлчиләр 20:35).

ҖАМАӘТТИКИЛӘРГӘ ҒӘМХОРЛУҚ ҚИЛИҢ

7. Әйса паң кишиниң һис-туйғусини чүшәнгәнлигини қандақ көрсәткән? Биз буниңдин қандақ савақ алимиз?

7 Бир күни Әйса Он шәһәр районида болғанда, адәмләр униңға «паң, йәнә техи тили еғир кишини елип кәлди» (Марк 7:31—35). Әйса уни сақайтқан. Лекин немә үчүн буни көпчиликниң алдида қилмиған? Бу киши паң болғачқа, у өзини көпчиликниң арисида қолайсиз һис қилиши мүмкин еди. Әйса буни чүшинип, «уни көпчиликтин бир тәрәпкә апирип», уни шу йәрдә сақайтқан. Әлвәттә, биз мөҗүзиләрни қилалмаймиз, амма биз қериндашларниң еһтияҗлири вә һис-туйғулириға көңүл бөлүп, уларға меһрибан болушимиз керәк. Әлчи Паул: «Меһир-муһәббәткә вә яхши ишларға дәвәт қилиш үчүн, бир-биримизгә диққәтчан болайли»,— дәп ейтқан (Ибранийларға 10:24). Әйса паң кишиниң һис-туйғулирини чүшинип, униңға меһрибанлиқ көрсәткән. Биз үчүн немә дегән яхши үлгә-һә!

8, 9. Яшанғанлар вә имканийити чәкләнгәнләргә қандақ ғәмхорлуқ қилалаймиз? (Мисалларни кәлтүрүң.)

8 Яшанғанлар вә имканийити чәкләнгәнләргә ғәмхорлуқ қилиң. Һәқиқий мәсиһийләрниң әң муһим бәлгүси — көп утуқларға еришиши әмәс, уларниң меһир-муһәббитидур (Йоһан 13:34, 35). Меһир-муһәббәт бизни яшанғанлар вә имканийити чәкләнгән қериндашларға ярдәм берип, уларни учришишларға апиришқа һәм вәз хизмитигә елип чиқишқа дәвәт қилиду. Бу биз үчүн қолайсиз болсиму яки улар башқиларға охшаш көп вәз қилалмисиму, биз уларға ярдәм беримиз (Мәтта 13:23). Мәҗруһ һарвуси билән жүридиған Майкл қериндаш өйдикилириниң вә җамаәттики қериндашларниң ярдими үчүн бәк миннәтдар. У: «Барлиғи маңа ярдәм бәргәчкә, мән учришишларниң һәммисигә дегидәк қатнишип, һәрдайим вәз қилимән. Мән болупму җәмийәтлик орунларда вәз қилишқа амрақ».

9 Көплигән Бәйтәлләрдә яшанған яки имканийити чәклик садиқ қериндашлар бар. Ғәмхорчан назарәтчиләр уларниң ғемини қилип, хәт йезиш вә телефон арқилиқ вәз қилишни орунлаштуруп, уларға меһир-муһәббәт көрситиду. 86 яштики Билл қериндаш жирақ районлардики адәмләргә хәт язиду. У: «Адәмләргә хәт йезиш арқилиқ вәз қилиш пурсити биз үчүн бәк баһалиқ»,— дәйду. 90 яшқа киргән Нэнси қериндишимиз болса, мундақ дәйду: «Хәт йезиш мениң үчүн пәқәт вақит өткүзүшниң амали әмәс. Бу — хизмәтниң наһайити муһим түри. Адәмләргә хуш хәвәрни йәткүзүш керәкқу!» 1921-жили туғулған Этель қериндаш: «Ағримайдиған күнүм йоқ, бәзи күнлири кийинишкиму чамим йәтмәйду»,— дәйду. Буниңға қаримастин, у һәқиқәткә қизиққан бирнәччә киши билән телефон арқилиқ сөзлишип туруштин хошаллиқ тапиду. 85 яштики Барбара қериндаш мундақ дәйду: «Саламәтлигим начар болғачқа, башқилардәк вәз қилалмаймән. Бирақ мән адәмләргә телефон арқилиқ гувалиқ берәләймән. Буниң үчүн Йәһваға миң бир тәшәккүр!» Шу Бәйтәлдики әзиз яшанған қериндашлар тәхминән бир жилниң ичидә 1228 саат вәз қилди, 6265 хәт язди, 2000дин ошуқ адәмгә телефон қилди вә 6315 әдәбиятни тарқатти! Йәһва уларниң бебаһа әмгигини көрүп, наһайити хурсән болғанлиғи сөзсиз! (Пәнд-нәсиһәтләр 27:11).

10. Қериндашлар учришишлардин мүмкинқәдәр көп пайда елиши үчүн немә қилалаймиз?

10 Җамаәт учришишлирида башқиларға ғәмхорлуқ қилиң. Қериндашларға учришишлардин мүмкинқәдәр көп пайда тепишқа ярдәм берип, уларға қандақ ғәмхорлуқ қилалаймиз? Буниң бир йоли — қериндашларға кашила қилмаслиқ үчүн учришишларға өз вақтида келиш. Бәзи вақитларда биз туюқсиз вәзийәтләр түпәйлидин кечикип қелишимиз мүмкин. Бирақ биз дайим кечикип кәлсәк, бу қериндашларға қандақ тәсир қилидиғанлиғи вә уларға ғәмхорлуғимизни көрситиш үчүн немини өзгәртиш керәклиги һәққидә ойлинишимиз керәк. Бизни җамаәт учришишлириға Йәһва билән Әйса тәклип қилғанлиғини унтумаң (Мәтта 18:20). Учришишларға өз вақтида келиш арқилиқ уларға һөрмәт көрситәйли!

11. Немә үчүн қериндашларға Коринтлиқларға 1-хәт 14:40тики принципни орунлаш керәк?

11 Муқәддәс китаптики: «Пәқәт һәммә нәрсә тәртиплик һәм тәшкиллик һалда өтсун»,— дегән сөзләргә риайә қилсақ, қериндашларға ғәмхорлуғимизни көрситимиз (Коринтлиқларға 1-хәт 14:40). Сәһнигә чиқидиған бурадәрләр учришишни өз вақтида түгәтсә, бу көрсәтмигә қулақ салидиғанлиғини көрситиду. Шундақ қилип, улар пәқәт келәрки натиқ һәққидә әмәс, һәммә қериндашлар һәққидә ғәм қилиду. Әгәр учришиш кәч аяқлашса, қериндашлар өзини қандақ һис қилидиғанлиғини ойлап көрүң. Бәзи қериндашлар өйгә пиядә қайтиш үчүн көп вақит сәрип қилиду. Башқилар болса өйигә автобус яки поезд билән қайтиши керәк. Гайибир қериндашларни Йәһва гувачиси әмәс өмүрлүк яри бәлгүлүк вақитта күтүп туриду.

12. Немә үчүн ақсақаллар меһир-муһәббитимизгә вә һөрмитимизгә сазавәр? (« Мәсъулийәтлик бурадәрләрниң һис-туйғулирини нәзәрдә тутуң» намлиқ рамкиға қараң.)

12 Ақсақаллар җамаәттә һәм вәз хизмитидә көп тәр төккәнликтин, бизниң меһир-муһәббитимизгә вә һөрмитимизгә сазавәр (Салоникилиқларға 1-хәт 5:12, 13ни оқуң). Әлвәттә, сиз уларниң еғир әмгигигә бәк миннәтдар. Сиз разилиғиңизни уларға чин көңлүңиздин бойсунуш вә қоллаш арқилиқ көрситәләйсиз. Сәвәви «улар һесават бәргүчиләр болуп, силәрниң җанлириңлар һәққидә тохтимай ғәмхорлуқ қилмақта» (Ибранийларға 13:7, 17).

ВӘЗ ХИЗМИТИДӘ УЧРАТҚАН КИШИЛӘРГӘ ҺӨРМӘТ КӨРСИТИҢ

13. Әйса адәмләргә көрсәткән муамилисидин немини үгинәләймиз?

13 Йәшая пәйғәмбәр Әйса һәққидә алдин-ала мундақ дәп ейтқан: «Янчилған қомушни у сундурмайду, түтәп өчәй дәп қалған пиликни өчәрмәйду» (Йәшая 42:3, КТ). Әйса адәмләрни яхши көргәнликтин, уларға ич ағритқан. У «янчилған қомуш» яки «өчәй дәп қалған пиликкә» охшаш аҗиз вә чүшкүнлүккә берилгән адәмләрниң һис-туйғулирини чүшәнгән. Шуңа Әйса уларға меһрибанлиқ вә сәвирчанлиқ билән муамилә қилған. Һәтта балиларму Әйсаға бемалал келәләтти (Марк 10:14). Әлвәттә, биз адәмләрниң жүрәклирини көрәлмәймиз вә уларни нәқ Әйсадәк үгитәлмәймиз. Бирақ адәмләр билән қандақ, қайси вақитта вә қанчә вақит давамида сөзлишишимиздин ғәмхорлуғимиз көрүниду.

Бизниң адәмләргә болған меһрибанлиғимиз вә ғәмхорлиғимиз юмшақ сөзлиримиздин көрүнүши керәк

14. Адәмләр билән қандақ сөзлишиш һәққидә немә үчүн ойлишимиз лазим?

14 Адәмләр билән қандақ сөзлишишимиз керәк? Бүгүнки күндә таш жүрәк тиҗарәтчиләр, сәясәтчиләр вә дин рәһбәрлириниң кесиридин миллионлиған адәмләр қийнилип, азап чекиватиду (Мәтта 9:36). Нәтиҗидә нурғун адәмләр үмүтсизлинип, һечкимгә ишәнмәйду. Шуңа бизниң уларға болған меһрибанлиғимиз вә ғәмхорлуғимиз юмшақ сөзлиримиздин көрүнүши керәк. Көплигән адәмләр хуш хәвәрни пәқәт Муқәддәс китапни чевәр қолланғанлиғимиздин әмәс, уларға сәмимий қизиқиш вә һөрмәт көрсәткәнлигимиз үчүн тиңшайду.

15. Адәмләргә вәз қилғанда ғәмхорлуқ көрситишниң қандақ мүмкинчиликлири бар?

15 Адәмләргә вәз қилғанда уларға ғәмхорлуқ көрситишниң көп мүмкинчиликлири бар. Мәсилән, уларға соал қойғанда, меһрибанлиқ вә һөрмәт көрситишимиз керәк. Бир пионер вәз қилған территориядә көп тартинчақ адәмләр яшиған. Шуңа у уларни хиҗил қилидиған соалларни қоймиған. «Худаниң исмини биләмсиз?» яки «Худа Падишалиғи дегән немә?» дегән соалларни қоюшниң орниға у: «Мән Муқәддәс китаптин Худаниң шәхсий исми бар екәнлигини биливалдим, сизгә көрситәй дегән»,— дәйду. Адәмләр вә уларниң мәдәнийити һәр түрлүк болғачқа, бу вәз қилиш усулини һәммә йәрдә қоллинишқа болмайду. Шуңа биз территориямиздики адәмләргә һәрқачан меһрибанлиқ вә ғәмхорлуқ көрситиш үчүн уларни яхши тонушимиз муһим.

16, 17. Адәмләргә меһрибанлиқ көрситиш үчүн: а) уларға қайси вақитта беришимиз дурус? ә) улар билән қанчә вақит сөзлишишимиз керәк?

16 Адәмләргә қайси вақитта келишимиз керәк? Өйму өй вәз қилғанда, адәмләр бизни күтмәйду. Шуңа уларға сөзлишиш қолайлиқ болған вақитта келишимиз бәк муһим (Мәтта 7:12). Мәсилән, сизниң территорияңиздики адәмләр дәм елиш күнлиридә көпирәк ухлашни яхши көридиғанду. Ундақта, әтигәндә кочида, адәмләр көп йәрләрдә вәз қилсиңиз яки сөзлишишкә мүмкинчилиги бар қизиққучиларға қайта йолуқсиңиз болиду.

17 Қанчә вақит сөзлишишимиз керәк? Адәмләр бәк алдираш болғачқа, уларниң көп вақтини алмай, қисқа сөзлишишимиз лазим (Коринтлиқларға 1-хәт 9:20—23). Шуңа адәмләр уларниң қоли бош әмәслигини чүшиниватқанлиғимизни байқиса, келәрки қетим биз билән сөзлишишкә көпирәк вақтини бөләләйду. Муқәддәс роһниң мевисигә киридиған хисләтләрни көрситишкә тиришсақ, биз «Худаниң хизмәтдашлири» болалаймиз. Бәлким, Йәһва биз арқилиқ кимду бирсини һәқиқәткә җәлип қилидиғанду (Коринтлиқларға 1-хәт 3:6, 7, 9).

18. Башқиларға ғәмхорчан болсақ, қандақ бәрикәтләргә егә болимиз?

18 Келиңлар, аилә әзалиримизға, җамаәттикиләргә һәм вәз хизмәттә учрайдиған адәмләргә ғәмхорчан болайли. Шундақ қилсақ, һазирниң өзидиму, келәчәктиму бәрикәтләргә егә болимиз. Зәбур 41:1, 2дә мундақ йезилған: «Намратниң әһвалиға чөккән киши бәхитлик! Апәт күнидә Йәһва уни әсләп, қутулдуриду. Йәһва уни сақлап, һаятлиқ һәдийә қилиду. У йәрдә бәхитлик яшайду».