39-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
«Зор бир топ халайиқ» дегән кимләр?
«Андин... һечким саналмайдиған инсанлардин ибарәт бүйүк көпчиликни көрдүм. Бу кишиләр... тәхтниң вә Қозиниң алдида туратти» (ВӘҺ. 7:9).
144-НАХША Һаят беридиған хәвәр
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Әлчи Йоһан биринчи әсирниң ахирида қандақ қийин әһвалға чүшүп қалған?
БИРИНЧИ әсирниң ахирида әлчи Йоһан интайин қийин әһвалға чүшкән еди. Шу чағда Йоһан яшинип қалған, Патмос аралиға сүргүн қилинған вә бәлким ахирқи әлчи болған (Вәһ. 1:9). Әлчи Йоһан қарши чиққучиларниң ялған тәлимләрни тарқитип, мәсиһийләрниң арисида бөлгүнчилик селиватқанлиғини билгән. Шуңа Худа хизмәтчилириниң әндила учқундиған гүлхан оти, өчүп қалидиғандәк көрүнгән еди (Йәһ. 4; Вәһ. 2:15, 20; 3:1, 17).
2. Вәһий 7:9—14кә асасән, Йоһан қандақ вәһий көргән? (Муқавидики рәсимгә қараң.)
2 Шундақ еғир әһвалда болғанда, Йоһан бир әҗайип вәһий көргән еди. Вәһийдә бир пәриштә башқа төрт пәриштигә Худаниң қуллириниң пешанисигә ахирқи мөһүр бесилмиғичә дәһшәтлик балаю апәтниң шамаллирини тутуп туруши керәклигини ейтқан (Вәһ. 7:1—3). Бу бир топ Әйса билән биллә асманда һөкүмранлиқ қилидиған 144000дин тәркип тапқан (Луқа 12:32; Вәһ. 7:4). Кейин Йоһан башқа бир зор топни көрүп мундақ деди: «Һечким саналмайдиған инсанлардин ибарәт бүйүк көпчиликни көрдүм. Бу кишиләр барлиқ милләтләрдин, қәбилиләрдин, хәлиқләрдин вә тиллардин болуп, тәхтниң вә Қозиниң алдида туратти» (Вәһий 7:9—14ни оқуң). Келәчәктә нурғунлиған адәмләрниң Худаға тоғра йол билән ибадәт қилидиғанлиғини билгәндә, Йоһанниң қанчилик хошал болғанлиғини көз алдиңизға кәлтүрүп көрүңа!
3. а) Йоһан көргән вәһий немә үчүн етиқадимизни мустәһкәмләйду? ә) Мошу мақалидә немини муһакимә қилимиз?
3 Бу вәһий Йоһанниң етиқадини техиму мустәһкәмлигәнлиги сөзсиз. Вәһийдики сөзләр бүгүнки күндә орунлиниватқанлиқтин, бу етиқадимизни техиму мустәһкәмләйдиғанлиғи сөзсиз! Биз дәһшәтлик балаю апәттин аман қелип, йәрдә мәңгү һаят кәчүрүш үмити бар миллионлиған адәмләрниң топлиниватқанлиғини өз көзүмиз билән көрүватимиз. Йәһва Худа мошу зор бир топ халайиққа кимләрниң киридиғанлиғини 80 жилдин ошуқ вақит илгири Өз хәлқигә ечип бәргән. Зор бир топниң икки алаһидилигигә: 1) униң сани вә 2) униң әзалири дунияниң җай-җайлиридин топлинидиғанлиғиға көңүл бөләйли. Бу ойлар мошу топниң қисми болушқа үмүт қилған адәмләрниң ишәнчисини мустәһкәмләйду.
ЗОР БИР ТОП ХАЛАЙИҚ ҚӘЙӘРДӘ ЯШАЙДУ?
4. Христиан диндикиләр Муқәддәс китаптики қайси һәқиқәтни тоғра чүшәнмигән? Муқәддәс китап тәтқиқатчилири қандақ көзқарашта болған?
4 Христиан дунияси Худаға бойсунидиған адәмләр йәрдә мәңгү яшайду дегән Муқәддәс китаптики һәқиқәтни үгәтмәйду (Кор. 2-х. 4:3, 4). Бүгүнки күндә христиан динларниң көпинчиси яхши адәмләр өлгәндин кейин асманға кетиду дәп үгитиду. Бирақ 1879-жилдин башлап «Күзитиш мунари» журналини нәшир қилған Муқәддәс китап тәтқиқатчилири башқичә көзқарашта болған. Улар Худаниң җәннәтни йәрдә қайтидин орнитидиғанлиғини вә миллионлиған итаәтчан адәмләрниң асманда әмәс, йәр йүзидә яшайдиғанлиғини чүшәнгән. Һәтта мошу топқа кимләр киридиғанлиғини ениқ чүшиниш үчүн вақит керәк еди (Мәт. 6:10).
5. Муқәддәс китап тәтқиқатчилири 144000 киши һәққидә немини чүшинип йәткән?
5 Муқәддәс китап тәтқиқатчилири Язмилардин бир топ адәмләрниң Әйса билән һөкүмранлиқ қилиш үчүн «йәрдин сетип елинидиғанлиғини» чүшинип йәткән (Вәһ. 14:3). Бу топ Худаға беғишланған вә йәрдә садақәтмәнлик билән бирликтә хизмәт қилған 144000 қизғин мәсиһийләрдин тәркип тапқан. Зор бир топ халайиқчу?
6. Муқәддәс китап тәтқиқатчилири зор бир топ халайиқ һәққидә немигә ишәнгән?
6 Йоһан көргән вәһийсидә зор бир топ халайиқ «тәхтниң вә Қозиниң алдида турғанлиғини» көргән еди (Вәһ. 7:9). Муқәддәс китап тәтқиқатчилири мошу сөзләрниң асасида зор бир топ халайиқ һәм 144000 кишигә охшаш асманда яшайду, дегән йәкүнгә кәлгән. Әгәр бу икки топ тәң асманда яшайдиған болса, ундақта улар бир-биридин қандақ пәриқлиниду? Муқәддәс китап тәтқиқатчилири зор бир топ халайиқ йәрдә яшиған вақтида Худаға пүтүнләй итаәт қилмиған адәмләрдин ибарәт болиду дәп ойлиған. Гәрчә шундақ адәмләр Муқәддәс китаптики әхлақий өлчәмләр бойичә яшиған болсиму, бәзилири бәлким, йәнила чиркониң әзалири болуп қалған. Муқәддәс китап тәтқиқатчилириниң ойичә, шу адәмләр Худани яхши көрсиму, Әйса билән һөкүмранлиқ қилиш үчүн меһир-муһәббити йетәрлик болмиған. Шуңа зор бир топ халайиқ асмандики тәхтниң алдида турушқа лайиқ болсиму, тәхттә олтиришқа налайиқ дәп ойлиған.
7. Муқәддәс китап тәтқиқатчилириниң ойичә, Мәсиһниң һөкүмранлиғи вақтида йәрдә кимләр яшайду? Улар қедимда яшиған садиқ әр кишиләр тоғрилиқ қандақ ойда болған?
7 Ундақта, кимләр йәр йүзидә яшайду? Муқәддәс китап тәтқиқатчилири 144000 вә зор бир топ халайиқ асманға топланғандин кейин, миллионлиған адәмләр йәрдә яшаш пурситигә вә Худаниң бәрикәтлиригә еришиду дәп ишәнгән. Улар шу миллионлиған адәмләрниң Мәсиһниң миң жиллиқ һөкүмранлиғидин илгири Йәһва Худаға хизмәт қилиду дәп күтмигән. Улар йәнә йәрдә яшайдиған бу зор бир топ адәмләр Йәһва Худа тоғрилиқ билимни Мәсиһниң миң жиллиқ һөкүмранлиғи вақтида алиду дәп ойлиған еди. Андин Йәһва Худаниң өлчәмлиригә риайә қилғанлар мәңгү яшайду, қилмиғанлар болса өлүп кетиду дегән ойда болған. Шундақла Муқәддәс китап тәтқиқатчилириниң ойичә, шу вақитта йәрдә «һакимлар» сүпитидә хизмәт қилидиғанлар, җүмлидин Мәсиһниң йәргә келишидин авал яшиған садақәтмән әр кишиләр, миң жилниң ахирида асманда яшаш мукапитиға егә болуши керәк еди (Зәб. 45:16).
8. Муқәддәс китап тәтқиқатчилири қандақ үч топ бар дәп ойлиған?
8 Муқәддәс китап тәтқиқатчилири үч топ бар дәп чүшәнгән: 1) Әйса билән асманда һөкүмранлиқ қилидиған 144000 киши; 2) Асманда Әйсаниң тәхти алдида туридиған, Худаға анчә қизғин хизмәт қилмиған зор бир топ халайиқ вә 3) Мәсиһниң миң жиллиқ һөкүмранлиғи вақтида Йәһва Худа тоғрилиқ билим алидиған миллионлиған адәмләр b. Бирақ һәқиқәт нури парлап йоруғансири, Йәһва Худаниң ярдими билән улар зор бир топ халайиққа кимләр киридиғанлиғини ениғирақ чүшәнгән (Пәнд н. 4:18).
ҺӘҚИҚӘТ НУРИ ПАРЛАП ЙОРУҒАНСИРИ
9. а) Зор бир топ халайиқ қайси мәнада «тәхтниң вә Қозиниң алдида туриду?» ә) Вәһий 7:9ниң йеңи чүшәнчиси немә үчүн әқилгә мувапиқ дәп ейтишқа болиду?
9 Йоһанниң вәһийсидики зор бир топ халайиққа кимләр киридиғанлиғи 1935-жили ениқ болған. Йәһва гувачилири «тәхтниң вә Қозиниң алдида» туруши үчүн зор бир топ халайиқниң асманда болушиниң һаҗити йоқ екәнлигини чүшәнгән еди. Улар тәхтниң алдида символлуқ мәнада туратти. Зор бир топ йәрдә яшисиму, улар Йәһва Худаниң һоқуқини етирап қилиш вә Униң сөзлиригә қулақ селиш арқилиқ «тәхтниң алдида туралайду» (Йәшая 66:1). «Қозиниң алдида» туруш үчүн улар Әйсаниң төләм қурбанлиғиға ишәнч бағлиғанлиғини көрситиши керәк. Шуниңға охшаш, Мәтта 25:31, 32дә «барлиқ хәлиқләр», шуниң ичидә яманлиқ қилғучиларму Әйсаниң шәрәплик тәхти алдиға топлиниду дәп йезилған. Барлиқ хәлиқләр асманда әмәс, йәрдә болидиғанлиғи ениқ. 1935-жили өзгәргән бу чүшәнчә әқилгә мувапиқ. Шу сәвәптин, Муқәддәс китапта зор бир топ халайиқниң асманға елип чиқилидиғанлиғи тоғрилиқ һечнәрсә йезилмиған. Демәк, пәқәтла бир топ, йәни Әйса билән биллә «йәр үстидин падишалиқ қилидиған» 144000 киши, асманда мәңгү яшаш үмүтигә егә (Вәһ. 5:10).
10. Немә үчүн зор бир топ халайиқ Мәсиһниң миң жиллиқ һөкүмранлиғидин илгири Йәһва Худаға ибадәт қилиши лазим?
10 1935-жилдин тартип, Йәһва гувачилири Йоһан көргән вәһийдики зор бир топ йәрдә мәңгү яшаш үмүтигә егә болған садиқ мәсиһийләрдин ибарәт екәнлигини чүшәнгән. Дәһшәтлик чоң балаю апәттин аман қелиш үчүн, улар Мәсиһниң миң жиллиқ һөкүмранлиғидин илгири Йәһва Худа тоғрилиқ билим елип, Униңға ибадәт қилиши лазим. Шундақла «йүз беридиған нәрсиләрдин аман» қелиш үчүн, улар Әйсаниң миң жиллиқ һөкүмранлиғи башлиништин авал мустәһкәм етиқади бар екәнлигини көрситиши керәк (Луқа 21:34—36).
11. Муқәддәс китап тәтқиқатчилири немишкә Миң жиллиқ һөкүмранлиқниң ахирида бәзиләр асманға елиниду дәп ойлиған?
11 Мәсиһниң миң жиллиқ һөкүмранлиғиниң ахирида йәрдики бәзи садиқ хизмәтчиләр асманға елинип кетилиду дегән ой-пикир тоғрилиқ немә дәп ейтишқа болиду? Бу тоғрилиқ «Күзитиш мунариниң» 1913-жил, 15-февраль санида йезилған. Бу журналда шундақ соал қоюлған: «Худаға анчә қизғин хизмәт қилмиған мәсиһийләр асманда яшиса, қедимда яшиған садақәтмән әр кишиләр немә үчүн йәрдә яшиши керәк?» Шундақ ой-пикирдә болушқа 1) зор бир топ халайиқ асманда яшайду вә 2) улар анчә қизғин әмәс мәсиһийләрдин тәркип тапқан дегән икки натоғра ой-пикир тәсир қилған.
12, 13. Майланғанларму, зор бир топ халайиқму мукапатқа еришиш тоғрилиқ немини чүшиниду?
12 Көргинимиздәк, 1935-жилдин тартип Йәһва гувачилири Йоһан көргән вәһийдики зор бир топ халайиқ Армагедондин аман қалидиғанлар екәнлигини ениқ чүшәнгән. Улар дәһшәтлик балаю апәтни бешидин өткүзиду вә йәр йүзидә қелип, җараңлиқ аваз билән: «Ниҗатлиғимиз үчүн биз тәхттә олтарған Худайимизға һәм Қозиға қәриздармиз»,— дәп ейтиду (Вәһ. 7:10, 14). Буниңдин башқа, Язмиларда асмандики һаят үчүн тирилгән кишиләр қедимда яшиған садиқ хизмәтчиләрдин яхширақ бир нәрсигә еришидиғанлиғи ейтилған (Ибр. 11:40). Қериндашлар зор бир топ халайиқ тоғрилиқ һәқиқәтни чүшәнгәндә, йәрдә яшаш үмүти тоғрилиқ вәз қилишни вә адәмләрни Йәһваға хизмәт қилишқа қизғинлиқ билән чақиришни башлиған.
13 Зор бир топ халайиқ өзлириниң йәрдә яшаш үмүти бар болғини үчүн бәк хошал. Садақәтмән хизмәтчилириниң йәрдә яки асманда яшишини Йәһва Худаниң Өзи қарар қилидиғанлиғини улар яхши билиду. Майланғанларму, зор бир топ халайиқму мукапатқа пәқәт Йәһва төләм қурбанлиғи арқилиқ көрсәткән меһир-шәпқәт түпәйли еришидиғанлиғини чүшиниду (Рим. 3:24).
ЗОР БИР ТОП ХАЛАЙИҚНИҢ САНИ
14. Немә үчүн 1935-жили нурғунлар зор бир топ халайиқ тоғрилиқ вәһийниң қандақ орунлинишини билгүси кәлгән?
14 Йәһва гувачилири 1935-жили Йоһан көргән вәһийни ениғирақ чүшәнгәндә, йәрдә яшашқа үмүт қилидиған зор бир топ халайиқниң сани қандақ көпийидиғанлиғини билишни халиған. Мәсилән, шу чағда 12 яшта болған Рональд Паркин мундақ дәйду: «Дуния йүзи бойичә 56000 вәз ейтқучи болған еди вә уларниң тәңдин толиси майланғанлардин болған. Шу чағда зор бир топ халайиқ унчә чоң бир топ хәлиқ болуп көрүнмигән еди».
15. Зор бир топ халайиқниң сани қандақ давамлиқ көпәйгән?
15 Кейинки нәччә он жиллар давамида миссионерлар көплигән дөләтләргә әвәтилип, Гувачиларниң сани барғансири өскән. Андин улар 1968-жили «Мәңгү һаятқа йетәкләйдиған һәқиқәт» китавиниң ярдими билән адәмләргә Муқәддәс китаптики һәқиқәтни үгитишни башлиған. Бу китапта һәқиқәт аддий чүшәндүрүлүп, кәмтәр адәмләрни җәлип қилған. Төрт жилниң ичидә 500000дин көп йеңи шагиртлар чөмдүрүлгән. Латин Америкиси вә башқа әлләрдә Католик чиркосиниң тәсири аҗизлишиватқанда вә Шәрқий Европа билән Африкиниң бәзи дөләтлиридә паалийитимиз рухсәт қилинғанда, йәнә миллионлиған адәмләр чөмдүрүлүш мәрасимидин өтти (Йәшая 60:22). Ахирқи жилларда Йәһваниң тәшкилати адәмләргә Муқәддәс китаптики һәқиқәтни үгинишкә ярдәм бериш үчүн көплигән нәтиҗилик вәз қилиш қураллирини нәшир қилған. Бүгүнки күндә сани сәккиз миллиондин көпирәк зор бир топ халайиқниң топлиниватқанлиғиға гуман йоқ.
ЗОР БИР ТОП ХАЛАЙИҚ ҺӘР МИЛЛӘТТИН ТОПЛАНҒАН
16. Зор бир топ халайиқ кимләрдин топланған?
16 Йоһан көргән вәһийни тәсвирлигәндә, зор бир топ халайиқниң «барлиқ милләтләрдин, қәбилиләрдин, хәлиқләрдин вә тиллардин» чиққан адәмләрдин тәркип тапидиғанлиғини язған. Зәкәрия пәйғәмбәрму илгири шуниңға охшаш сөзләрни ейтқан: «Шу күнләрдә һәрхил тилда сөзләйдиған әлләрдин он нәпәр адәм чиқип йәһудий болған бир адәмниң тониниң етигини тутувелип униңға: “Биз сән билән барайли; чүнки биз Худани сән билән биллидур дәп аңлидуқ”» (Зәк. 8:23, КТ).
17. Һәрхил тилларда сөзләйдиған адәмләргә ярдәм бериш үчүн Гувачилар немә қилиду?
17 Барлиқ хәлиқләрдин адәмләрни топлаш үчүн Йәһва гувачилири хуш хәвәрни һәрхил тилларда вәз қилиш керәклигини чүшиниду. Биз Муқәддәс китапқа асасланған әдәбиятларни 130 жилдин көп вақит тәрҗимә қилип кәлгән. Лекин бүгүнки күндә әдәбиятлиримиз 900дин ошуқ тилларға тәрҗимә қилинип, елип бериливатқан тәрҗимә ишлириниң тарихта тәңдиши йоқ! Һә-ә, барлиқ милләтләрдин зор бир топ халайиқниң топлиниватқанлиғини Худаниң бүгүнки күндә қиливатқан мөҗүзиси десәк, хаталашмаймиз. Муқәддәс китап вә униңға асасланған әдәбиятлар көп тилларға тәрҗимә қилинғанлиқтин, Йәһва гувачилири һәрхил милләттин болсиму, Йәһваға бирликтә ибадәт қилмақта. Гувачиларниң қизғинлиқ билән вәз қилиши вә өз ара меһир-муһәббәт көрситиши һәммигә мәлум. Бу етиқадимизни мустәһкәмләйду, шундақ әмәсму?! (Мәт. 24:14; Йоһ. 13:35).
ЙОҺАН КӨРГӘН ВӘҺИЙНИҢ БИЗ ҮЧҮН ӘҺМИЙИТИ
18. а) Йәшая 46:10, 11гә бенаән, зор бир топ тоғрилиқ бәшарәтниң әмәлгә ешиватқанлиғиға немә үчүн һәйран қалмаймиз? ә) Йәрдә яшашни үмүт қилғанлар немишкә бир нәрсидин қуруқ қалғандәк һис қилмайду?
18 Биз зор бир топ халайиқ тоғрилиқ вәһийни чүшәнгәнлигимиз үчүн бәк хурсән! Йәһва Худа бу пәйғәмбәрлик сөзләрни яки бәшарәтни әҗайип түрдә әмәлгә ашуриватқанлиғиға һеч һәйран қалмаймиз (Йәшая 46:10, 11ни оқуң). Зор бир топ Йәһва уларға бәргән үмүт үчүн интайин миннәтдар! Улар Худаниң роһи билән майланмиған вә Әйса билән биллә асманда һөкүмранлиқ қилмайду. Улар буниң үчүн өзлирини бир нәрсидин қуруқ қалғандәк һис қилмайду. Муқәддәс китапта 144000 кишиниң саниға кирмигәнлигигә қаримастин, муқәддәс роһниң йетәкчилигидә жүргән көплигән Худаниң садиқ хизмәтчилири тоғрилиқ йезилған. Уларниң бири — Чөмдүргүчи Йәһия (Мәт. 11:11). Йәнә бири — Давут падиша (Әлч. 2:34). Улардин башқа йәнә сан-санақсиз адәмләр йәр йүзидики җәннәттә яшаш үчүн тирилидиған болиду. Тирилгәнләрниң һәммиси вә зор бир топ халайиқниң Йәһва Худаға садиқ екәнлиги вә Униң һөкүмранлиғини қоллайдиғанлиғини испатлаш пурсити болиду.
19. Йоһан көргән вәһийниң мәнасини чүшәнсәк, бу бизни немә қилишқа дәвәт қилиду?
19 Инсан тарихида биринчи қетим һәммә хәлиқтин чиққан миллионлиған адәмләр Худаға бирликтә ибадәт қилиш үчүн җәм болған. Мәйли асманда яки йәрдә яшаш үмүтигә егә болайли, һәрбиримиз көпирәк адәмләрниң «башқа қойларниң» арисиға, йәни зор бир топ халайиққа қошулуши үчүн бар күчимизни чиқиришимиз лазим (Йоһан 10:16). Йеқин арида Йәһва Худа алдин-ала ейтқандәк, дәһшәтлик апәт болиду. Шу чағда У адәмләргә азап-оқубәт елип келиватқан һөкүмәтләрни вә динларни йоқ қилиду. Зор бир топ халайиқ Йәһваға йәр йүзидә мәңгү хизмәт қилиш шан-шәрипигә егә болиду (Вәһий 7:14).
55-НАХША Садиқлар көрәр мәңгү һаятлиқни
a Биз Йоһанниң «зор бир топ халайиқниң» турғанлиғини көргәнлиги һәққидики вәһийни муһакимә қилимиз. Шүбһисизки, уларниң саниға киридиған адәмләрниң етиқадини мустәһкәмләйду.