Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

34-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

50-НАХША Худаниң меһир-муһәббәт үлгиси

Ақсақаллар гуна қилғанларға сөйгү-муһәббәт вә меһир-шәпқәтни қандақ көрситәләйду?

Ақсақаллар гуна қилғанларға сөйгү-муһәббәт вә меһир-шәпқәтни қандақ көрситәләйду?

«Худаниң меһрибанлиғи сени товва қилишқа башлай[ду]» (РИМ. 2:4).

АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР

Ақсақаллар еғир гуна қилған етиқатдашқа қандақ ярдәм беришкә тиришиду?

1. Бу мақалиниң асасий айитидин немини билимиз?

 АЛДИНҚИ мақалидә бир киши еғир гуна қилғанда әлчи Паулниң Коринттики җамаәткә қандақ көрсәтмиләрни бәргәнлигини көрүп чиқтуқ. Гуна қилған киши товва қилмиғанлиқтин, җамаәттин чиқирилиши керәк еди. Лекин мақалиниң асасий айитидин көргинимиздәк, Худа еғир гуна қилған кишигә товва қилишқа ярдәм берәләйду (Рим. 2:4). У буниң үчүн ақсақалларни қандақ қоллиниду?

2, 3. Етиқатдашниң еғир гуна қилғанлиғини билип қойсақ, немә қилишимиз керәк вә немә үчүн?

2 Ақсақаллар кишиниң еғир гуна қилғанлиғини билмисә, униңға ярдәм берәлмәйду. Шуңа әгәр биз бириниң еғир гуна, йәни җамаәттин чиқирилишқа сәвәп болалайдиған ишни, қилғанлиғини билип қойсақ, немә қилишимиз керәк? Биз шу кишини ақсақалларға берип, ярдәм сорашқа дәвәт қилишимиз керәк (Йәшая 1:18; Әлч. 20:28; Пет. 1-х. 5:2).

3 Әгәр гуна қилған киши ақсақаллар билән сөзләшкүси кәлмисичу? Ундақта, у керәк ярдәмни елиши үчүн биз өзүмиз ақсақалларға берип сөзлишәләймиз. Шундақ қилсақ, биз қериндишимизға меһир-муһәббәт көрситимиз, чүнки биз ақсақалларниң униңға ярдәм берәләйдиғанлиғини билимиз. Әгәр у яман йолидин қайтқуси кәлмисә, униң Худа билән болған мунасивити бузулиду. Униңдин башқа, у җамаәтниң нам-абройиға дағ кәлтүрүши мүмкин. Шуңа Йәһва Худани вә гуна қилған қериндашни яхши көргәнликтин, қийин болсиму, ақсақалларға баримиз (Зәб. 27:14).

ЕҒИР ГУНА ҚИЛҒАН КИШИГӘ АҚСАҚАЛЛАР ҚАНДАҚ ЯРДӘМ БЕРИДУ?

4. Ақсақаллар гуна қилған киши билән қандақ мәхсәттә көрүшиду?

4 Җамаәттә бирси еғир гуна қилип қойса, ақсақаллар кеңиши өз арисидин үч ақсақални таллап, комитет a қуриду. Шу ақсақаллар кичик пейил вә кәмтәр болуши муһим. Улар гуна қилған кишини товва қилишқа үндисиму, уни мәҗбурлап өзгәртәлмәйдиғанлиғини етирап қилиду (Қ. шәр. 30:19). Ақсақаллар гуна қилғанларниң һәммиси Давут падишаға охшаш товва қилиду дәп күтмәйду (Сам. 2-яз. 12:13). Бәлким, уларниң бәзилири Йәһва Худаниң нәсиһитини рәт қилиду (Ярит. 4:6—8). Мәйли қандақ болсун, ақсақалларниң мәхсити — гунакарниң товва қилишиға ярдәм бериш үчүн қолидин кәлгинини қилиш. Ақсақаллар гуна қилған киши билән көрүшкәндә, немини әстә тутуши керәк?

5. Ақсақаллар гуна қилған киши билән көрүшкәндә, немини әстә тутуши керәк? (Тимотийға 2-хәт 2:24—26) (Рәсимгиму қараң.)

5 Ақсақаллар гуна қилған кишиниң техичә Худаниң алдида қәдирлик екәнлигини унтумайду (Луқа 15:4, 6). Шуниң үчүн ақсақаллар униң билән көрүшкәндә, қопал сөзлимәйду вә рәһимсиз муамилә қилмайду. Бу сөһбәт давамида улар пәқәт соалларни қоюп, фактларни биливалмайду. Буниң орниға улар Тимотийға 2-хәт 2:24—26 (оқуң) айәтләрдә йезилған пәзиләтләрни көрситиду. Ақсақаллар гуна қилған кишиниң ойини өзгәртишигә ярдәм беришни халиғанлиқтин, кәмтәрлик, мулайимлиқ вә меһрибанлиқни көрситиду.

Қедимдики падичиларға охшаш, ақсақаллар адишип қалған қойни тепиш үчүн бар күчини салиду (5-абзацқа қараң)


6. Ақсақаллар гуна қилған киши билән учришиштин илгири қандақ тәйярлиқ қилиду? (Римлиқларға 2:4)

6 Ақсақаллар Йәһваниң көзқаришини чүшинишкә тиришиду. Улар әлчи Паулниң «Худаниң меһрибанлиғи сени товва қилишқа» башлайду дегән сөзлирини әстә тутуп, гуна қилған кишигә Йәһва Худадәк муамилә қилишқа тиришиду (Римлиқларға 2:4ни оқуң). Ақсақаллар өзлириниң Мәсиһниң қол астидики падичилар екәнлигини вә униңдин үлгә елиши керәклигини унтумаслиғи керәк (Йәшая 11:3, 4; Мәт. 18:18—20). Ақсақаллар гуна өткүзгән киши билән көрүшүштин илгири дуа қилип, адәмни товва қилишқа дәвәт қилиш үчүн немә қилалайдиғанлиғини көрүп чиқиду. Улар Муқәддәс китап вә нәшрий материаллиримизни тәтқиқ қилиду вә Йәһвадин бу кишини вә униң вәзийитини чүшинишкә ярдәм беришини сорайду. Улар өзлиридин: «Мән униң келип чиқишини вә ой-пикри, жүрүш-туруши һәм көзқаришиға немә тәсир қилғанлиғи тоғрилиқ билимәнму?»— дәп сориса болиду (Пәнд н. 20:5).

7, 8. Ақсақаллар еғир гуна қилған киши билән көрүшкәндә, Йәһваниң сәвир-тақитини қандақ үлгә қилалайду?

7 Ақсақаллар Йәһваниң сәвир-тақитини үлгә қилиду. Улар Йәһва Худаниң қедимда гунакарларға қандақ ярдәм беришкә тиришқанлиғини әстә тутиду. Мәсилән, Йәһва Худа Қабилға сәвир-тақәт көрсәткән. Худа униңға гунаниң ақиветини тартидиғанлиғини, лекин қулақ селишниң бәрикәткә елип келидиғанлиғини чүшәндүргән (Ярит. 4:6, 7). Йәһва Худа Давут падишаға нәсиһәт бериш үчүн Натан пәйғәмбәрни әвәткән. Пәйғәмбәр кәлтүргән мисал Давутни товва қилишқа дәвәт қилған (Сам. 2-яз. 12:1—7). Йәһва тәрса хәлқи Исраилға пәйғәмбәрлирини қайта-қайта әвәткән еди (Йәр. 7:24, 25). У хизмәтчилириниң товва қилишини күтүп олтармиған. Әксинчә, У Өзи биринчи болуп уларни товва қилишқа дәвәт қилған.

8 Ақсақаллар Йәһвани үлгә қилип, еғир гунаға патқан кишиниң товва қилишиға ярдәм беришкә тиришиду. Тимотийға 2-хәт 4:2-айәттә көрситилгәндәк, улар шундақ етиқатдашқа сәвир-тақәт көрситиду. Гуна қилған қериндашниң тоғра иш қилиш арзу-истигини ойғитиш үчүн, ақсақалниң еғир-бесиқ вә сәвирчан болуши интайин муһим. Әгәр ақсақал аччиқланса яки териксә, бурадәр яки қериндаш нәсиһәткә қулақ салмаслиғи яки товва қилишни рәт қилиши мүмкин.

9, 10. Ақсақаллар гунакарниң өз гунасиниң еғирлиғини чүшинип йетишигә қандақ ярдәм берәләйду?

9 Ақсақаллар гунаға елип кәлгән вәзийәтләрни ениқлашқа тиришиду. Мәсиһий немә үчүн роһий җәһәттин аҗиз болуп қалди? Шәхсий үгиниш яки вәз хизмитигә сәл қаридиму? У Йәһва Худаға чин жүрәктин вә пат-пат дуа қилишни тохтаттиму? Яман һәвәслиригә қарши күрәш қилишқа күч салмидиму? Ким билән арилашти? Қандақ оюн-тамашиларни таллиди? Достлири вә оюн-тамашилири униң көзқаришиға вә арзу-истәклиригә қандақ тәсир қилди? Чиқарған қарарлири вә иш-һәрикәтлири Атиси Йәһваға қандақ тәсир қилғанлиғини чүшинәмду?

10 Ақсақаллар алдин ойлап тәйярлиған соалларни қоюп, адәмгә өзиниң гуна қилишиға немә сәвәп болғанлиғини чүшинишигә ярдәм берәләйду (Пәнд н. 20:5). Униңдин башқа, Натан Давутқа тәмсил кәлтүрүп бәргинигә охшаш, ақсақаллар киши өз гунасиниң еғирлиғини чүшинип йетишигә ярдәм беридиған мисални кәлтүрсә болиду. Бәлким, биринчи қетим көрүшкәндә, гуна қилған киши қарарлири вә ой-пикир қилиш тәрзи үчүн пушайман қилиду. У һәтта гунасиға товва қилиши мүмкин.

11. Әйса Мәсиһ гунакарларға қандақ қариған?

11 Ақсақаллар Әйса Мәсиһни үлгә қилишқа тиришиду. Әйса Мәсиһ тирилдүрүлгәндин кейин тарслиқ Савлдин: «Савл, Савл, немишкә мени қоғлаватисән?»— дәп сорап, униң натоғра иш-һәрикәт қилғанлиғини чүшинишигә ярдәм бәргән (Әлч. 9:3—6). Шундақла Әйса Мәсиһ «Изабел, дегән аял» b һәққидә мундақ дегән: «Мән униңға товва қилишқа вақит бәргән» (Вәһ. 2:20, 21).

12, 13. Гунакарниң товва қилишиға вақит бериш үчүн ақсақаллар немә қилиду? (Рәсимгиму қараң.)

12 Ақсақаллар Әйсадин үлгә елип, киши товва қилмайду дәп алдирапла хуласә чиқармайду. Бәзиләр ақсақаллар комитети билән биринчи қетим учрашқанда товва қилиду. Лекин башқиларға көпирәк вақит керәк болуши мүмкин. Шуңа ақсақаллар шу киши билән бирнәччә учришиш орунлаштуруши мүмкин. Ақсақаллар билән биринчи қетим сөзләшкәндин кейин, гуна қилған қериндаш ейтилғанлар үстидин чоңқур ойлинишқа башлайдиғанду. У кәмтәрликни көрситип, Худадин гунаси үчүн кәчүрүм сориши мүмкин (Зәб. 32:5; 38:18). Бәлким, кейинки учришишта у тамамән башқа көзқарашта болиду.

13 Ақсақаллар гуна қилған адәмниң товва қилишиға ярдәм бериш үчүн униңға ич ағритип, меһрибан муамилә қилиду. Улар Йәһва Худа тиришчанлиғини бәрикәтлисун дәп дуа қилиду вә шу киши әс-һошини жиғип, товва қилиду дәп үмүт қилиду (Тим. 2-х. 2:25, 26).

Ақсақаллар гуна қилған адәмниң товва қилишиға вақит бериш үчүн униң билән бир нәччә қетим көрүшүши мүмкин (12-абзацқа қараң)


14. Гунакарниң товва қилишиға һәқиқәтән ким ярдәм бериду вә немишкә шундақ дәймиз?

14 Гуна қилған киши товва қилса, биз интайин хошал болимиз! (Луқа 15:7, 10) Гәрчә ақсақаллар шу адәмниң яман йолдин қайтишиға ярдәмлишиш үчүн күч чиқарсиму, униң өзгиришигә һәқиқәтән ким ярдәм бәрди? Әлчи Паул гуна қилған кишиләр һәққидә мундақ язған: «Худа. . . уларға товва қилишни берәр» (Тим. 2-х. 2:25). Демәк, гунакарниң ой-пикри вә көзқаришиниң өзгиришигә қандақту бир адәм әмәс, Йәһваниң Өзи тәсир қилған. Паул адәмниң товва қилиши яхши нәтиҗә елип келидиғанлиғини ейтқан: у һәқиқәтни чоңқурирақ чүшиниду, әс-һошини жиғиду вә Иблисниң тузуғидин қечип қутулиду.

15. Ақсақаллар товва қилған кишиләргә қандақ давамлиқ ярдәм берәләйду?

15 Гуна қилған адәм товва қилғандин кейинму, ақсақаллар униң ишәнчисини мустәһкәмләш, Шәйтанниң тузиғиға чүшүп қалмаслиғи вә тоғра иш қилишиға ярдәм бериш үчүн, униңға йолуқуп туриду (Иб 12:12, 13). Әлвәттә, ақсақаллар униң қандақ гуна қилғанлиғини һечкимгә ейтмайду. Бирақ җамаәттикиләр немини билиши керәк?

«ҺӘММИСИНИҢ АЛДИДА ПАШ ҚИЛҒИН»

16. Тимотийға 1-хәт 5:20дә тилға елинған «һәммисиниң алдида» дегән сөз-ибарә кимгә қаритилған?

16 Тимотийға 1-хәт 5:20ни оқуң. Паул Тимотийға: «Гуна қиливатқанларни. . . һәммисиниң алдида паш қилғин»,— дәп нәсиһәт бәргән. Паулниң «һәммисиниң алдида» дегән сөзи пүтүн җамаәтни билдүрәмду? Яқ. У қилинған гуна тоғрилиқ билгән адәмләр һәққидә ейтқан. Улар униң гуна қилғанлиғини өз көзи билән көргән, яки болмиса шу киши гунаси тоғрилиқ өзи ейтип бәргән болуши мүмкин. Ақсақаллар ишниң бир тәрәп болғанлиғини вә гуна қилған кишигә нәсиһәт берилгәнлигини пәқәт шу адәмләргила ейтиду.

17. Қайси вәзийәтләрдә бирсиниң түзитилгәнлиги елан қилиниду вә немә үчүн?

17 Бәзидә адәмниң еғир гуна қилғанлиғини җамаәттики нурғунлири билиши яки йеқин арида хәвәрдар болуши мүмкин. Шундақ вәзийәттә, «һәммисиниң алдида» дегән сөз пүткүл җамаәтни билдүриду. Шу чағда ақсақалларниң бири гуна қилған етиқатдашниң түзитилгәнлигини җамаәткә елан қилиду. Немә үчүн? Паулниң ейтишичә, бу уқтуруш башқиларниму еғир гуна қилиштин агаһландуриду.

18. Әгәр 18 яшқа толмиған қериндаш еғир гуна қилса, ақсақаллар немә қилиши керәк? (Рәсимгиму қараң.)

18 Камаләткә, йәни 18 яшқа толмиған, чөмдүрүлүштин өткән қериндаш еғир гуна қилип қойсичу? Ақсақаллар кеңиши икки ақсақални тәйинләйду. Улар шу бала вә униң Гувачи ата-аниси билән сөзлишиду c. Ақсақаллар ата-анисидин балисиниң товва қилишиға қандақ ярдәм бәргәнлигини сорайду. Әгәр бала ата-анисиниң нәсиһитигә қулақ селип, ой-пикрини вә иш-һәрикәтлирини өзгәртиватса, шу икки ақсақал ата-анисиниң өзи балиға давамлиқ ярдәм берәләйду дәп қарар қилиши мүмкин. Ақсақаллар балини меһрибанлиқ билән тәрбийиләп, тоғра йолға селиш ата-аниниң вәзиписи екәнлигини билиду (Қ. шәр. 6:6, 7; Пәнд н. 6:20; 22:6; Әфәс. 6:2—4). Ақсақаллар балиға қандақ ярдәм бериливатқанлиғини ата-анисидин сорап туриду. Амма чөмдүрүлүштин өткән бала яман йолидин қайтмиса, ақсақаллар немә қилиду? Шу чағда у бала вә униң ата-аниси билән үч ақсақал көрүшиду.

18 яшқа кирмигән қериндишимиз еғир гуна қилип қойған болса, икки ақсақал униң вә униң ата-аниси яки қануний ғәмхорчиси билән көрүшиду (18-абзацқа қараң)


«ЙӘҺВА. . . ИНТАЙИН ЮМШАҚ ВӘ РӘҺИМДИЛДУР»

19. Гуна қилған киши билән көрүшкәндә ақсақаллар Йәһва Худани қандақ үлгә қилалайду?

19 Йәһва Худа ақсақаллардин җамаәтни Униң қаидә-өлчәмлиригә бойсунмайдиған кишиләрдин қоғдашни тәләп қилиду (Кор. 1-х. 5:7). Ақсақаллар гуна қилған адәмниң товва қилишиға ярдәм бериш үчүн қолидин кәлгән һәммә нәрсини қилиду. Улар гуна қилған қериндишиниң өзгиридиғанлиғидин үмүт үзмәйду. Немә үчүн? Чүнки улар «интайин юмшақ вә рәһимдил» Худадин үлгә елишни халайду (Яқуп 5:11). Яшанған әлчи Йоһанму қериндашларға шундақ муамилә қилип, мундақ язған: «Балилирим, мән силәргә һечқандақ гуна қилмаңлар дәп бу хәтни йезиватимән. Әгәр кимду-бири гуна қилип қойса, биз Атимизда ярдәмчигә — адил Әйса Мәсиһкә егә» (Йоһ. 1-х. 2:1).

20. Кейинки мақалидә немини муһакимә қилимиз?

20 Бәк әпсуски, бәзидә гуна қилған қериндаш товва қилмайду. Шундақ адәм җамаәттин чиқирилиши керәк. Ундақта, бу вәзийәттә ақсақаллар немә қилиду? Буни кейинки мақалидә муһакимә қилимиз.

42-НАХША «Аҗизларға ярдәм қил»

a Бурун биз уларни һөкүм комитети дәп атиған. Лекин һөкүм чиқириш вәзиписиниң пәқәт бир қисми болғанлиқтин, буниңдин кейин бу сөз-ибарини қолланмаймиз. Буниң орниға биз уларни ақсақаллар комитети дәп атайдиған болимиз.

b «Изабел, дегән аял» сөз-ибариси җамаәттикиләргә яман тәсир қилидиған аял яки бир топ аялларни билдүрүши мүмкин.

c Ата-анисиға қарита ейтилған сөзләр балиниң қануний ғәмхорчиси яки ата-аниниң вәзиписини атқуруп жүргән кишигә тегишлик.