Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

33-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

35-НАХША Рәхмәт, Худа, сәвирчанлиғиңға

Йәһваниң гунакарларға болған көзқаришини җамаәт қандақ үлгә қилалайду?

Йәһваниң гунакарларға болған көзқаришини җамаәт қандақ үлгә қилалайду?

«Әгәр кимду-бири гуна қилип қойса, биз. . . ярдәмчигә. . . егә» (ЙОҺ. 1-х. 2:1).

АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР

Биринчи әсирдә Коринт җамаитидики еғир гуна өткүзгән бир кишиниң вақиәсидин немини үгинәләйдиғанлиғимизни биливалимиз.

1. Йәһва Худа һәммә адәмләр үчүн немини халайду?

 ЙӘҺВА ХУДА инсанларни таллаш әркинлиги билән яратқан. Биз һәр күни қарарларни чиқиримиз. Инсанниң һаятидики әң муһим қарар — Йәһваға беғишлиниш вә қериндашлиримиз билән бирликтә Униңға ибадәт қилиш. Йәһва Худа һәрбир адәмниң шундақ қилишини халайду. Немә үчүн? Сәвәви У инсанларни яхши көриду вә уларға пәқәт яхшилиқни тиләйду. Йәһва инсанларниң Униң билән дост болушини вә мәңгү яшишини халайду (Қ. шәр. 30:19, 20; Гал. 6:7, 8).

2. Йәһва Худа еғир гуна өткүзгән кишигә қандақ қарайду? (Йоһанниң 1-хети 2:1)

2 Лекин Йәһва һечкимни Униңға хизмәт қилишқа мәҗбурлимайду. У һәрбир адәмниң өз алдиға қарар чиқиришиға йол қойиду. Әгәр Худаниң чөмдүрүлгән хизмәтчиси еғир гуна қилса, ақсақаллар немә қилиши керәк? Әгәр гунасиға товва қилмиса, у җамаәттин чиқирилиду (Кор. 1-х. 5:13). Бирси җамаәттин чиқирилсиму, Йәһва униң қайтип келип, қайтидин Униң билән йеқин мунасивәттә болушини үмүт қилиду. Һәқиқәтән, Йәһва Худа төләм бәргәнлигиниң муһим бир сәвәви — товва қилған кишиләрни кәчүрүш (Йоһанниң 1-хети 2:1ни оқуң). Йәһва меһир-муһәббәтлик Худа вә У гунакарларни товва қилишқа үндәйду (Зәк. 1:3; Рим. 2:4; Яқуп 4:8).

3. Бу мақалидә биз немиләрни муһакимә қилимиз?

3 Йәһва Худа гунаға вә еғир гуна қилған адәмгә Униңкигә охшаш көзқарашта болушимизни халайду. Бу мақалидә буни қандақ қилалайдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз. Бу мақалини оқуватқанда төвәндикиләргә көңүл бөлүң: 1) Коринт җамаитидикиләр еғир гуна қилған кишигә қандақ муамилә қилған? 2) У товва қилғанда, әлчи Паул етиқатдашларға немә қилишни ейтқан? 3) Йәһва Худа еғир гуна қилған хизмәтчилиригә қандақ көзқарашта?

ҖАМАӘТТИКИЛӘР НЕМӘ ҚИЛҒАН?

4. Биринчи әсирдики Коринт җамаитидә қандақ вақиә йүз бәргән? (Коринтлиқларға 1-хәт 5:1, 2)

4 Коринтлиқларға 1-хәт 5:1, 2ни оқуң. Үчинчи миссионерлиқ сәпиридә әлчи Паул йеңидин қурулған Коринт җамаити тоғрилиқ бир яман хәвәрни аңлиған. У йәрдики бир бурадәр өз өгәй аниси билән ятқан. Бу «һәтта башқа хәлиқләрниң арисидиму» йүз бәрмәйдиған мәсхирә иш еди! Җамаәттикиләр болса, бу ишқа көз жумупла қоймай, әксинчә, униңдин пәхирләнгән болуши мүмкин. Бәзилири шундақ қилип Йәһва Худадәк рәһим-шәпқәтни көрситиватимиз дәп ойлиғанду. Амма Худа Өз хизмәтчилириниң гуналириға сәл қаримайду. Жуқурида тилға елинған бурадәрниң әхлақсиз ишлири җамаәтниң яхши нам-абройиға дағ кәлтүргән. Униңдин ташқири, әгәр у давамлиқ җамаәттә қалған болса, бәзи етиқатдашлар уни дориши мүмкин еди. Ундақта, Паул җамаәттикиләргә немә қилишни ейтқан?

5. Әлчи Паул җамаәткә немә қилишни ейтқан вә бу немини билдүргән? (Коринтлиқларға 1-хәт 5:13) (Рәсимгиму қараң.)

5 Коринтлиқларға 1-хәт 5:13ни оқуң. Йәһва Худа Паулни җамаәткә хәт йезип, гунасиға товва қилмиған кишини җамаәттин чиқириш керәклигини чүшәндүрүшкә дәвәт қилған. Шу чағда җамаәттикиләр шу адәмгә қандақ муамилә қилиши керәк еди? Әлчи Паул уларға униң билән арилашмаслиқни ейтқан. Бу немини билдүргән? Әлчи Паул шу адәм билән «һәмдәстиханму болмаңлар» дәп буйриған (Кор. 1-х. 5:11). Немә үчүн? Адәттә бири билән тамақ йесиңиз, униң билән узақ сөзлишип кетисиз. Җамаәттикиләрниң шу адәм билән арилишишни тохтитиши немә үчүн муһим болған? Бу җамаәтни униң яман тәсиридин қоғдатти (Кор. 1-х. 5:5—7). Шундақла бу униң Йәһва Худани қанчилик хапа қилғанлиғини чүшинишигә вә пушайман қилип, яман йолидин қайтишиға ярдәм берәләтти.

Худа Паулни җамаәткә хәт йезип, товва қилмиған кишини җамаәттин чиқириш керәклигини ейтишқа дәвәт қилған (5-абзацқа қараң)


6. Җамаәт әлчи Паулниң хетигә қандақ инкас қайтурған вә бу гуна қилған кишигә қандақ тәсир қилған?

6 Әлчи Паул Коринттики җамаәткә хәт әвәткәндә, уларниң инкасидин әнсиригән. Бирақ Тит әлчи Паулға яхши хәвәрни йәткүзгән. Қериндашлар Паулниң нәсиһитигә қулақ селип, гуна қилған кишини җамаәттин чиқарған (Кор. 2-х. 7:6, 7). Бәхиткә яриша, җамаәттикиләр Паулниң нәсиһитигә әмәл қилғандин кейин, шу киши гунасиға товва қилған. У жүрүш-турушини вә көзқаришини өзгәртип, қайтидин Йәһваниң адил өлчәмлири бойичә яшашни башлиған (Кор. 2-х. 7:8—11). Әнди әлчи Паул җамаәткә қандақ көрсәтмә бәргән?

ҖАМАӘТТИКИЛӘР ТОВВА ҚИЛҒАН КИШИГӘ ҚАНДАҚ МУАМИЛӘ ҚИЛИШИ КЕРӘК ЕДИ?

7. Гунакарни җамаәттин чиқириш қандақ яхши нәтиҗигә әкәлгән? (Коринтлиқларға 2-хәт 2:5—8)

7 Коринтлиқларға 2-хәт 2:5—8ни оқуң. Әлчи Паул мундақ дегән: «Мундақ адәмгә көпчилик униңға чиқарған һөкүмму йетәрлик». Башқичә ейтқанда, бу түзитип тәрбийиләш чариси өз мәхситигә йәткән, йәни гуна қилған кишини товва қилишқа дәвәт қилған (Ибр. 12:11).

8. Әлчи Паул җамаәттикиләрни немә қилишқа дәвәт қилған?

8 Шуңа, Паул җамаәттикиләрни гуна қилған қериндашни меһир-шәпқәт билән кәчүрүшкә вә униңға тәсәлли берип, уни яхши көридиғанлиғини көрситишкә дәвәт қилған. Паулниң сөзлиригә қарисақ, товва қилған кишини Худа хәлқигә қайта қобул қилишла йетәрлик әмәс еди. Қериндашлар уни һәқиқәтән кәчүргәнлигини вә яхши көридиғанлиғини сөзлири биләнму, иш-һәрикәтлири биләнму көрситиши муһим еди. Шундақ қилип улар униң җамаәткә қайтип кәлгәнлигигә чин жүрәктин хошал екәнлигини көрситәләтти.

9. Немә үчүн бәзиләр үчүн товва қилған бурадәрни кәчүрүш қийин болған?

9 Товва қилған гунакарниң җамаәткә қайтип кәлгәнлигигә бәзиләр хошал болмиғанму? Муқәддәс китапта бу тоғрилиқ ейтилмиған, бирақ шундақ болған болуши мүмкин. Қандақла болмисун, бу вәзийәт җамаәттики һәммисигә еғир чүшкән, һәтта бәзилириниң үзини йәр қилғанду. Улар Йәһва Худаниң қанунлириға мас яшаш үчүн бар күчини салған. Шуңа бәзи қериндашлар бәк жиркиничлик гуна қилған бурадәрниң җамаәткә қайтип кәлгәнлиги адаләтсиз дәп ойлиғанду (Луқа 15:28—30ни селиштуруң). Лекин Коринттики қериндашларниң товва қилған етиқатдишиға чин жүрәктин меһир-муһәббәт көрситиши немә үчүн муһим еди?

10, 11. Әгәр ақсақаллар товва қилған кишини кәчүрмисә немә болуши мүмкин?

10 Ақсақаллар товва қилған кишини җамаәткә қайтидин қобул қилмиса немә болатти? Яки у җамаәткә қайтип кәлгәндин кейин етиқатдашлар униңға меһир-муһәббәт көрсәтмисә, у өзини қандақ һис қилатти? Уни «артуқчә ғәм-қайғу бесип» кетиши мүмкин еди. Бәлким, у әнди һечқачан Йәһваға бурунқидәк хизмәт қилалмаймән дәп үмүтсизлинип, һәтта Худа билән қайтидин йеқин мунасивәткә еришиш үчүн күч чиқарматти.

11 Техиму ямини, етиқатдашлар товва қилған кишини кәчүрмәй қойса, улар Йәһва Худа билән болған достлуқ мунасивитини йоқитатти. Немә үчүн? Сәвәви улар Йәһваниң кәчүрүмчанлиғини әмәс, бәлки Шәйтанниң рәһимсизлигини доратти. Башқичә ейтқанда, Шәйтан җамаәткә қайтқан кишини Йәһваға хизмәт қилиштин тохтитиш үчүн улардин пайдилинатти (Кор. 2-х. 2:10, 11; Әфәс. 4:27).

12. Җамаәттикиләр Йәһва Худани қандақ үлгә қилалайду?

12 Ундақта, Коринттики җамаәт қандақларчә Шәйтандин әмәс, Йәһва Худадин үлгә алалатти? Товва қилған кишини кәчүрүш арқилиқ. Муқәддәс китапниң бәзи язғучилири Йәһва Худа тоғрисида немә дегәнлигигә диққәт қилайли. Давут Йәһваниң «меһриван» вә кәчүрүшкә тәйяр екәнлигини ейтқан (Зәбур 86:5). Мика пәйғәмбәр мундақ язған: «Саңа қияс қилғидәк Худа барму?! Сән қалған мирасиңниң қанунсизлиғини кәчүрисән вә уларниң қилмишлирини дақимайсән» (Мика 7:18). Йәшая пәйғәмбәр: «Рәзил адәм өз йолини, наһәқ адәм өз ой-хияллирини ташлисун, Пәрвәрдигарниң йениға қайтип кәлсун, У униңға рәһимдиллиқ көрситиду; Худайимизниң йениға қайтип кәлсун, У зор кәчүрүм қилиду»,— дәп язған (Йәшая 55:7, КТ).

13. Немә үчүн товва қилған кишиниң җамаәткә қайтип келиши орунлуқ болған? (« Коринттики киши қачан җамаәткә қайта қобул қилинған еди?» дегән рамкиға қараң)

13 Йәһвани үлгә қилмақчи болса, Коринттики етиқатдашлар товва қилған кишини хошаллиқ билән қарши елип, уни яхши көридиғанлиғини көрситиши керәк еди. Җамаәттикиләр Паулниң бу нәсиһитигә қулақ салған болса, «һәммә нәрсидә итаәтчан» екәнлигини көрситәтти (Кор. 2-х. 2:9). Раст, гәрчә шу киши җамаәттин чиқирилғанлиғиға бир нәччә ай өтсиму, у товва қилған. Шуңа униң җамаәткә қайтишини кәйнигә сүрүшниң һеч асаси йоқ еди.

ЙӘҺВАНИҢ АДАЛИТИ ВӘ РӘҺИМ-ШӘПҚИТИНИ ҮЛГӘ ҚИЛИҢ

14, 15. Коринтта болған вақиәдин немиләрни үгәнсәк болиду? (Петрусниң 2-хети 3:9) (Рәсимгиму қараң.)

14 Қедимий Коринтта йүз бәргән вақиә бизниң тәлим елишимиз үчүн йезилған (Рим. 15:4). Бу вақиәдин Йәһваниң еғир гунасиға товва қилмиған кишиниң җамаәттә қелишиға йол қоймайдиғанлиғини билдуқ. Бәзиләр Йәһва Худа рәһимдил болғанлиқтин, гунаға көз жумиду дәп ойлайду, амма бу ундақ әмәс. Әлвәттә, Йәһва рәһим-шәпқәтлик, бирақ У һәммә немигә йол қойидиған Худа әмәс. Униң қаидә-өлчәмлири һеч өзгәрмәйду (Йәһ. 4). Әксинчә, шундақ қилиши рәһимсизлик болатти. Чүнки товва қилмиған гунакарниң җамаәттә қелиши пүтүн җамаәткә зиян кәлтүрәтти (Пәнд н. 13:20; Кор. 1-х. 15:33).

15 Рәһимдил Худайимиз һечкимниң һалак болушини халимайду. У имканийәтниң баричә барлиқ инсанларниң қутқузулушини халайду. Өз иш-һәрикәтлири вә көзқаришини өзгәртип, Худа билән болған мунасивитини әслигә кәлтүрүшни халайдиған һәрбир кишигә Йәһва рәһим-шәпқәт көрситиду (Әзәк. 33:11; Петрусниң 2-хети 3:9ни оқуң). Шуңа Йәһва Худа Паул арқилиқ җамаәттикиләрни товва қилип, яман йолидин қайтқан кишини кәчүрүп, җамаәткә қайта қобул қилишқа үндигән.

Биз җамаәткә қайтип кәлгәнләрни иллиқ қарши алғанда, Йәһваниң меһир-муһәббитини вә рәһимлигини үлгә қилимиз (14, 15-абзацларға қараң)


16. Бу вақиәдин Йәһва Худа тоғрилиқ немини биливалдиңиз?

16 Бу вақиәдин биз Йәһваниң қанчилик көйүмчан вә адил Худа екәнлигини көрдуқ (Зәб. 33:5). Бу сизни Худайимиз Йәһвани техиму қизғин мәдһийиләшкә дәвәт қилмамду? Һәрбиримиз гунакар болғачқа, Яратқучимизниң кәчүрүмигә муһтаҗ. Бирақ төләмниң асасида кәчүрүмгә еришәләймиз вә биз бу соға үчүн интайин миннәтдар. Йәһва Худаниң бизни интайин яхши көрүп, ғемимизни ойлайдиғанлиғини билиш көңлүмизгә илһам-мәдәт бериду.

17. Кейинки мақалиләрдә биз немиләрни муһакимә қилимиз?

17 Бүгүнки күндә бирси еғир гуна қилғанда, ақсақаллар Йәһваниң сөйгү-муһәббитидин үлгә елип, бу кишиниң товва қилишиға қандақ ярдәм берәләйду? Ақсақаллар бу кишини җамаәттин чиқиришни яки уни қобул қилишни қарар қилғанда, җамаәттикиләр қандақ инкас қайтуруши керәк? Бу соаллар кейинки мақалиләрдә муһакимә қилиниду.

25-НАХША Һәқиқий шагирт болушниң бәлгүси