Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

32-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

38-НАХША Жүкүңни Йәһваға ташла

Йәһва Худа һәммә инсанларниң товва қилишини халайду

Йәһва Худа һәммә инсанларниң товва қилишини халайду

«Йәһва. . . һечкимниң һалак болушини халимайду, амма һәммисиниң товва қилишини халайду» (ПЕТ. 2-х. 3:9).

АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР

Товва қилишниң немини билдүридиғанлиғини, немә үчүн керәклигини вә Йәһва Худа инсанларниң товва қилишиға қандақ ярдәм беридиғанлиғини көрүп чиқимиз.

1. Товва қилиш дегән немә?

 ХАТАЛИҚ өткүзүп қойғинимизда, товва қилишимиз муһим. Муқәддәс китапқа асасән, чин көңлидин товва қилған киши яман ишлиридин нәпрәтлиниду. У көзқаришини өзгәртип, шу хаталиқни қайта қилмаслиққа бәл бағлайду (Мәт. 3:8; Әлч. 3:19; Пет. 2-х. 3:9).

2. Немә үчүн биз һәммимиз товва қилиш һәққидә үгинишимиз керәк? (Нәһәмия 8:9—11)

2 Һәрбир инсан товва қилишниң немә екәнлиги тоғрилиқ үгиниши керәк. Немә үчүн? Чүнки һәммимиз һәр күни гуна қилимиз. Биз Адәм ата билән Һава аниниң әвлатлири болғачқа, гуна вә өлүмни мирас қилдуқ (Рим. 3:23; 5:12). Һәрбиримиз кәчүрүмгә муһтаҗ. Һәтта әлчи Паулдәк етиқади күчлүк кишиләр гунаға қарши күрәш қилған (Рим. 7:21—24). Биз гунакар бәндә болғанлиқтин, һечқачан бәхитлик болалмаймизму? Яқ, Йәһва рәһим-шәпқәтлик Худа вә У бизниң бәхитлик болушимизни халайду. Нәһәмия пәйғәмбәрниң күнлиридә яшиған йәһудийларниң мисалини көрүп чиқайли (Нәһәмия 8:9—11ни оқуң). Йәһва уларниң өтмүштә қилған гуналири үчүн қайғурушини әмәс, әксинчә Униңға шат-хорам ибадәт қилишини халиған. Йәһва Худа товва қилишниң бәхиткә йетәкләйдиғанлиғини билиду. Шуңа У бизгә бу һәққидә үгитиду. Әгәр биз гуналиримизға товва қилсақ, рәһим-шәпқәтлик Атимизниң бизни кәчүридиғанлиғиға ишәнч қилалаймиз.

3. Бу мақалидә биз немиләрни муһакимә қилимиз?

3 Бу мақалидә товва қилиш тоғрилиқ көпирәк үгинимиз. Авал биз Йәһва Худаниң исраилларға товва қилиш һәққидә немини үгәткәнлигини, андин гунакарларға товва қилишқа қандақ ярдәм бәргәнлигини көрүп чиқимиз. Ахирида, Әйса Мәсиһниң шагиртлириға товва қилиш һәққидә немиләрни үгәткәнлигини муһакимә қилимиз.

ХУДА ИСРАИЛЛАРҒА ТОВВА ҚИЛИШ ҺӘҚҚИДӘ НЕМИНИ ҮГӘТКӘН?

4. Йәһва Худа Исраил хәлқигә товва қилиш һәққидә немиләрни үгәткән?

4 Йәһва Худа исраилларға қанунларни бәргәндә, улар Униңға бойсунушқа вәдә қилған. Әгәр улар шу қанунларға бойсунса, Худа уларни бәрикәтләтти. Худа қанунлири һәққидә: «Бүгүн мән саңа ейтиватқан вәсийәт сениңдин йошурулмиған һәм жирақлаштурулмиған»,— деди (Қ. шәр. 30:11, 16). Әгәр улар Худаға қарши чиққан болса, мәсилән, башқа илаһларға чоқунуп кәтсә, улар бәрикәтләрдин айрилип, азап-оқубәт чекәтти. Һәтта шундақ вәзийәт болғандиму, Йәһва Худа уларни ташлап кәтмигән. Улар Йәһваға қайтип, Униңға қулақ селиши мүмкин еди (Қ. шәр. 30:1—3, 17—20). Башқичә ейтқанда, улар товва қилалатти. Шу чағда улар Худаға йеқинлишип, йәнә қайтидин бәрикәтләргә еришәләтти.

5. Йәһва бойни қаттиқ исраилларға сәвир-тақәтни қандақ көрсәткән? (Падишалар 2-язма 17:13, 14)

5 Худа таллиған хәлиқ дайим Униңға қарши исиян көтүрүп туратти. Бутларға чоқунуш аз болғандәк, улар башқиму жиркиничлик әхлақсиз ишларни қилған. Нәтиҗидә, улар көп азап-оқубәтләрни чәккән. Лекин Йәһва Худа бойни қаттиқ исраилларни ташлап кәтмигән. У Өз хәлқини товва қилишқа вә Өзигә қайтип келишкә қайил қилиш үчүн уларға қайта-қайта пәйғәмбәрләрни әвәткән (Падишалар 2-язма 17:13, 14ни оқуң).

6. Худа Өз хәлқигә товва қилишниң муһимлиғини үгитиш үчүн Өз пәйғәмбәрлири арқилиқ немә дегән? (Рәсимгиму қараң.)

6 Йәһва Худа тәрса хәлқини агаһландуруп, түзитиш үчүн уларға пәйғәмбәрлирини әвәтип туратти. Мәсилән, У Йәрәмия пәйғәмбәр арқилиқ мундақ дегән: «Исраилниң алдамчи қизи, қайтқин,. . . Мән силәргә сүрлүк қаримаймән, чүнки Мән вападармән,. . . Мән мәңгү ғәзәпләнмәймән. Пәқәт өз әйивиңни бойниңға алғин, сәвәви, сән Худайиң Йәһваға қарши чиқтиң» (Йәр. 3:12, 13). Йәһва Худа Йоел пәйғәмбәр арқилиқ мундақ дегән: «Пүткүл жүригиңлар билән қайтиңлар» (Йоел 2:12, 13). Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ болса, Худа мундақ дегән: «Тазилиниңлар, көзүмдин яман ишлириңларни йоқитиңлар, явузлуқ қилишни тохтитиңлар!» (Йәшая 1:16—19) Йәһва Худа Әзәкиял арқилиқ мундақ сориған: «Мени беқанунниң өлүми хошал қиламду?. . . Яқ, Мән шуни халаймәнки, у яман йолидин қайтип яшисун! Мени һечкимниң өлүми хошал қилмайду,. . . Шуңлашқа Маңа қайтиңлар һәм яшаңлар!» (Әзәк. 18:23, 32) Йәһва адәмләрниң гуналириға товва қилғанлиғини көргәндә хошал болиду, чүнки У уларниң мәңгү яшишини халайду! Бирақ Йәһва адәмләргә ярдәм бериш үчүн уларниң өзгиришини күтүп олтирамду? Буниң җававини билиш үчүн бәзи мисалларни көрүп бақайли.

Йәһва Өз пәйғәмбәрлирини ишлитип тоғра йолдин чиққан хәлқини товва қилишқа үндигән (6, 7-абзацларға қараң)


7. Йәһва Худа Һошия вә униң аялиниң мисали арқилиқ Өз хизмәтчилиригә немиләрни үгәткән?

7 Йәһва Худа Һошия пәйғәмбәр вә униң аяли Гомерниң мисали арқилиқ Өз хәлқигә немини үгәтмәкчи болғанлиғиға диққәт қилайли. Гомер зина қилип, ерини ташлап, башқа әр кишигә кәткән еди. Әнди у өзгирәләмду? Адәм тоғрилиқ һәммини билидиған Йәһва Худа Һошияға мундақ дегән: «Яңливаштин башқиси яхши көрүдиған аялни сөйгин. Йәһва Исраил оғуллирини, гәрчә улар башқа худаларға қар[исиму],. . . Өз хәлқини сөйгәндәк, сәнму вапасиз аялиңни сөй» (Һош. 3:1; Пәнд н. 16:2). Диққәт қилсақ, Һошияниң аяли яман йолидин қайтмай, техичә еғир гуна қилип жүргән. Қандақла болмисун, Йәһва Худа Һошия пәйғәмбәргә аялини кәчүрүп, уни қайта әмригә елишни буйриған a. Һошияға охшаш, Йәһваму Өзиниң тәрса хәлқини рәт қилмиған. Һәтта исраиллар еғир гуналарға патқан болсиму, Йәһва уларни йәнила сөйүшни тохтатмиған. У уларни товва қилип, яман йолидин қайтишқа үндәп, ярдәм қолини сунушни давамлаштурған. Бу мисал Худаниң адәмниң қәлбидә немә бар екәнлигини билип, техи еғир гуналарни қиливатқан кишиниң товва қилишиға ярдәм беришкә тиришидиғанлиғини көрситиду (Пәнд н. 17:3).

ЙӘҺВА ГУНАКАРЛАРНИҢ ТОВВА ҚИЛИШИҒА ҚАНДАҚ ЯРДӘМ БЕРИДУ?

8. Йәһва Худа Қабилға товва қилишқа ярдәм бериш үчүн немә қилған? (Яритилиш 4:3—7) (Рәсимгиму қараң.)

8 Қабил Адәм ата вә Һава аниниң тунҗа оғли еди. У өз ата-анисидин гуна қилиш майиллиғини мирас алған. Униңдин башқа, Муқәддәс китап у һәққидә: «Униң ишлири явуз болди»,— дәйду (Йоһ. 1-х. 3:12). Бәлким, шу сәвәптин Йәһва Худа Қабилдин вә униң әкәлгән қурбанлиғидин рази болмиған. Өз яман йоллиридин йенип, товва қилишниң орниға, Қабил интайин хапа болуп, «чирайи бузулди». Шу вақтида Йәһва немә қилди? У Қабил билән сөзлиди (Яритилиш 4:3—7ни оқуң). Йәһва Худа Қабилға у тоғра ишларни қилидиған болса, бәрикәтләргә еришидиғанлиғини меһрибанлиқ билән чүшәндүргән. Лекин униң ғәзиви уни гунаға йетәклиши мүмкинлиги һәққидә агаһландурған. Бәк әпсуски, Қабил қулақ селишни рәт қилған. У Йәһваниң өзиниң товва қилишиға ярдәм беришигә йол қоймиған. Қабил шундақ сәлбий инкас қайтурғачқа, Йәһва башқа гунакар кишиләрниң товва қилишиға ярдәм беришни тохтатқанму? Әлвәттә яқ!

Йәһва Худа Қабилниң товва қилишиға ярдәм беришкә тиришқан вә әгәр у товва қилса, бәрикәтләргә еришәләйдиғанлиғини ейтқан (8-абзацқа қараң)


9. Йәһва Худа Давут падишани товва қилишқа қандақ йетәклигән?

9 Йәһва Худа Давут падишани интайин яхши көргән. Һәтта уни «қәлбимгә лайиқ адәм» дәп атиған (Әлч. 13:22). Бирақ Давут бир қатар еғир гуналарни өткүзгән: зина қилип, гунасиз адәмниң қенини төккән. Мусаниң қануни бойичә Давут өлүмгә лайиқ болған (Лав. 20:10; Сан. 35:31). Бирақ Йәһва Худа Давутниң товва қилишиға ярдәм беришни халиған b. Шуңлашқа Давут қилған иши үчүн товва қилиштин илгири, Худа униңға Натан пәйғәмбәрни әвәткән. Натан Давутниң қәлбигә тәсир қилиш үчүн бир тәмсилни ейтип бәргән. Давут Йәһваниң жүригини қанчилик ағритқанлиғини чүшинип, товва қилған (Сам. 2-яз. 12:1—14). Униң товва қилғанлиғини у язған сөзләрдин ениқ көрәләймиз (Зәб. 51, кириш сөз). Бу тәсирлик Зәбур нурғун адәмни гунасиға товва қилишқа дәвәт қилип, тәсәлли бәргән. Давутни товва қилишқа дәвәт қилғанлиғи үчүн нурғунлиримиз Йәһваға миннәтдармиз!

10. Йәһва гунакарларға сәвир-тақәт вә кәчүрүмчанлиқ көрсәткәндә, сиз немә һис қилисиз?

10 Йәһва Худа гунаниң һәрқандақ түрини өч көриду (Зәб. 5:4, 5). Лекин У гунакар екәнлигимизгә қаримай бизни яхши көриду. Шуңа бизгә гунаға қарши турушқа ярдәм бәргүси келиду. У һәрқачан һәтта әң еғир гунаға патқан кишиләрниң товва қилишиға вә Өзигә йеқинлишишиға ярдәм беришкә тиришиду. Немә дегән тәсәлли беридиған ой-пикир, дәңа! Йәһваниң сәвир-тақити вә кәчүрүмчанлиғи һәққидә чоңқур ойлинип, гуна қилғанда дәрру товва қилишқа вә Худаға садиқ болушқа қәтъий бәл бағлаймиз. Һазир болса, Әйса Мәсиһниң өз шагиртлириға товва қилиш һәққидә немиләрни үгәткәнлигини көрүп чиқайли.

ӘЙСАНИҢ ӘГӘШКҮЧИЛИРИ ТОВВА ҚИЛИШ ҺӘҚҚИДӘ НЕМИНИ ҮГӘНГӘН?

11, 12. Әйса Мәсиһ тиңшиғучилириға Атисиниң кәчүрүшкә тәшна екәнлигини қандақ көрситип бәргән? (Муқавидики рәсимгә қараң.)

11 Милади биринчи әсирдә Мәсиһниң келиш вақти еди. Алдинқи мақалидә тилға елинғандәк, Йәһва Худа Чөмдүргүчи Йәһия вә Әйса Мәсиһ арқилиқ адәмләргә товва қилишниң қанчилик муһим екәнлигини үгәткән (Мәт. 3:1, 2; 4:17).

12 Һәзрити Әйса йәрдә хизмәт қилғанда, Атисиниң адәмләрни кәчүрүшкә тәшна екәнлиги һәққидә үгәткән. Әйса адашқан оғул тоғрисидики тәмсилни ейтип бәргәндә, муһим ой-пикирни йорутуп бәргән. Бу яш жигит әхлақсиз турмуш кәчүрүшни қарар қилған. Лекин у әқил-һошини жиғип, дадисиниң өйигә қайтипту. Дадиси қандақ инкас қайтурған? «У техи жирақта болғанда, атиси уни көрүп, униңға ич ағритипту. Атиси алдиға жүгрәп, уни қаттиқ қучақлап сөйүпту». У дадисини уни хизмәтчиси сүпитидә қобул қилишни сориғанда, дадиси уни «оғлум» дәп атап, аилисигә қайта қобул қилди. Дадиси оғли тоғрилиқ: «Йоқилип кәткән еди, әнди тепилди»,— дегән (Луқа 15:11—32). Әйса Мәсиһ йәр йүзигә келиштин бурун асманда болғанда, Атисиниң товва қилған гунакарларниң нурғунлириға рәһим-шәпқәт көрсәткәнлигини көргән. Әйсаниң тәмсили бизгә тәсәлли берип, Атимиз Йәһваниң қанчилик рәһимлик екәнлигини көрситиду.

Әйсаниң адашқан оғул һәққидики тәмсилидә дадиси өйигә қайтип кәлгән оғлиға қарап, уни бағриға бесип, қучақлашқа алдираватиду (11, 12-абзацларға қараң)


13, 14. Әлчи Петрус товва қилиш һәққидә немини үгәнгән вә у башқиларға бу һәққидә немини үгәткән? (Рәсимгиму қараң.)

13 Әлчи Петрус Әйсадин товва қилиш вә кәчүрүш һәққидә нурғун нәрсиләрни үгәнгән. Петрус көп хаталиқларни өткүзгән вә Әйса Мәсиһ уни кәчүрүшкә тәйяр еди. Петрус өз устази Әйсадин үч қетим тенип кәткәндин кейин чүшкүнлүккә чүшүп, өз гөшини йегән еди (Мәт. 26:34, 35, 69—75). Лекин Әйса тирилгәндә, бәлким, Петрус ялғуз болғанда, униңға көрүнгән (Луқа 24:33, 34; Кор. 1-х. 15:3—5). Шүбһисизки, һәзрити Әйса Петрусниң товва қилғанлиғини билгән вә уни кәчүргәнлигигә ишәндүргән (Марк 16:7).

14 Товва қилиш вә кәчүрүмгә еришишниң немә екәнлигини баштин кәчүргән Петрус башқиларға товва қилишниң муһимлиғи һәққидә үгәткән. Әллигинчи күн мәйримидин көп өтмәй, Петрус Әйсаға ишәнмигән бир топ йәһудийларниң алдида нутуқ ейтқан. У уларниң Мәсиһни өлтүргәнлигини ейтсиму, уларни товва қилишқа үндигән. У: «Гуналириңлар жуюлуши вә Йәһвадин тиклиниш вақитлири келиши үчүн товва қилип, Худаға қайтиңлар»,— дегән (Әлч. 3:14, 15, 17, 19). Бу сөзләр билән Петрус товва қилишниң адәмни тоғра йолға қайтишқа дәвәт қилидиғанлиғини ейтқан. Тоғра йолға қайтиш өз ой-пикир қилиш вә һаят кәчүрүш усулини өзгәртип, Худани хурсән қилип яшашни билдүриду. Униңдин башқа, Петрус Йәһва Худаниң уларниң гуналирини кәчүридиғанлиғи яки пүтүнләй өчүридиғанлиғини көрсәткән. Бираз жиллар өтүп, Петрус мәсиһийләргә мундақ дегән: «Йәһва. . . силәргә сәвирлик қилмақта, чүнки У һечкимниң һалак болушини халимайду, амма һәммисиниң товва қилишини халайду» (Пет. 2-х. 3:9). Һәтта еғир гуна қилип қойсақму, товва қилсақ, бу сөзләр бизгә тәсәлли бериду!

Һәзрити Әйса товва қилған әлчисини чин көңлидин кәчүргән вә уни буниңға ишәндүргән (13, 14-абзацларға қараң)


15, 16. а) Әлчи Паул кәчүрүм қилиш һәққидә немини үгәнгән? (Тимотийға 1-хәт 1:12—15) ә) Кейинки мақалидә биз немини муһакимә қилимиз?

15 Товва қилишқа вә кәчүрүмгә еришишкә әң муһтаҗ адәмләрниң бири тарслиқ Савл болған еди. У Мәсиһниң әгәшкүчилиригә вәһшийләрчә зиянкәшлик қилған. Мәсиһ әгәшкүчилириниң көпинчиси у һечқачан өзгәрмәйду вә товва қилмайду дәп қариғанду. Бирақ тирилдүрүлгән Әйса Мәсиһ тамамән башқичә ойлиған. Әйсаму, Йәһва Худаму Савлниң есил пәзиләтлирини көргән. Әйса Мәсиһ у һәққидә мундақ дегән: «Бу киши — мениң таллап алған қачам» (Әлч. 9:15). Савлни товва қилишқа дәвәт қилиш үчүн Әйса һәтта мөҗүзә көрсәткән (Әлч. 7:58—8:3; 9:1—9, 17—20). Кейин әлчи Паул дәпму аталған Савл Йәһва Худа вә Әйсаниң униңға көрсәткән рәһим-шәпқәт вә меһир-муһәббити үчүн дайим миннәтдарлиғини билдүргән (Тимотийға 1-хәт 1:12—15ни оқуң). У мундақ дегән: «Худаниң меһриванлиғи сени товва қилишқа [башлайду]» (Рим. 2:4).

16 Әлчи Паул Коринт җамаитидики етиқатчиларниң арисида әхлақсиз иш йүз бәргәнлигини аңлиған. У бу мәсилини қандақ һәл қилғанлиғидин биз Йәһва Худа хизмәтчилирини меһир-муһәббәт билән түзитип, шундақла товва қилған кишигә рәһим-шәпқәт көрситишниң муһимлиғини үгинәләймиз. Коринттики җамаәттә болған вәзийәтни кейинки мақалидә тәпсилий көрүп чиқимиз.

6-НАХША Худа хизмәтчисиниң дуаси

a Бу вақиә алаһидә. Бүгүнки күндә Йәһва Худа бегуна кишидин зина қилған җориси билән некада қелишни тәләп қилмайду. Йәһва Худа Әйса арқилиқ бегуна тәрәп өзи халиса, аҗришалайдиғанлиғини чүшәндүргән (Мәт. 5:32; 19:9).

b «Йәһваниң кәчүрүмидин қандақ пайда алалайсиз?» намлиқ мақалигә қараң («Күзитиш мунари» (рус) 2012-жил, 15-ноябрь, 21—23 б., 3—10 абз.)