Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Оқурмәнләрниң соаллири

Оқурмәнләрниң соаллири

Салоникилиқларға 2-хәт 3:14тики «көз астиға елиш» сөз-ибариси кимгә ейтилған? Ақсақалларғиму яки җамаәттики қериндашларғиму?

Әлчи Паул Салоникидики етиқатдашларға: «Әгәр кимду-бирси ушбу хетимиздики сөзләргә итаәт қилмайватқан болса, уни. . . көз астиға елиңлар»,— дәп язған (Сал. 2-х. 3:14). Бурун биз бу көрсәтмә ақсақалларға қаритилған дәп ойлидуқ. Әгәр кимду-бирси қайта-қайта берилгән нәсиһәтләргә қаримастин, Худа Сөзидики принципларға әмәл қилмиса, ақсақаллар агаһландуруш нутуғини ейтатти. Андин кейин җамаәттики етиқатдашлар униң билән қоюқ арилашматти.

Амма әнди чүшәнчимиз өзгәрди. Ениқки, әлчи Паулниң нәсиһити җамаәттики һәрбир қериндашқа мунасивәтлик. Шуңа, әнди агаһландуруш нутуғини ейтишниң һаҗити йоқ. Немә үчүн шундақ өзгириш керәк болди? Әлчи Паул бәргән нәсиһәтниң контекстини көрүп чиқайли.

Әлчи Паул җамаәттикиләрниң бәзилири тәртипни бузуп жүргәнлигини байқиған. Улар Худа Сөзигә асасланған нәсиһәтни рәт қилған. Паул алдинқи қетим кәлгәндә мундақ дегән: «Әгәр ким ишлигүси кәлмисә, у йемисун». Бәзиләр һәтта җан беқиш қолидин кәлгән болсиму, йәнила ишләштин баш тартқан. Шундақла улар башқиларниң ишлириға арилашқан. Мәсиһ әгәшкүчилири шундақ кишиләргә қандақ қариши керәк еди? (Сал. 2-х. 3:6, 10—12)

Әлчи Паул шундақ адәмни «көз астиға елиңлар» дегән. «Көз астиға елиңлар» дәп тәрҗимә қилинған грек сөзи шундақ адәмдин пәхәс болуш керәклигини билдүриду. Әлчи Паул бу көрсәтмини пәқәт ақсақалларғила әмәс, пүткүл җамаәткә ейтқан (Сал. 2-х. 1:1; 3:6). Шуңа қериндаш кимду бириниң Худа Сөзидики нәсиһәткә қулақ салмиғанлиғини байқиған болса, униң билән арилашмаслиқни өзи қарар қилалатти.

Бу бирсигә җамаәттин чиқирилған кишигә қариғандәк қараш керәклигини билдүрәмду? Яқ, әлчи Паул давамлаштуруп, мундақ дегән: «Қериндаш сүпитидә нәсиһәт қилиңлар». Шуңа қериндашлар шу киши билән җамаәттә арилишип, вәз хизмитигә чиқалайду, лекин униң билән вақит өткүзмәслиги яки биллә дәм алмаслиғи керәк еди. Немә үчүн? Әлчи Паул: «Униң билән мунасивәтни үзү[ңлар]»,— дегән. Әгәр Мәсиһ әгәшкүчиси тәртипни бузған етиқатдаш билән арилашмиса, у уялғанлиқтин өзгириши мүмкин (Сал. 2-х. 3:14, 15).

Бүгүнки күндики мәсиһийләр бу нәсиһәткә қандақ әмәл қилалайду? Биринчидин, кишиниң һәқиқәтән тәртипни бузғанлиғиға көз йәткүзишимиз керәк. Әлчи Паул шәхсий таллаш яки виждан мәсилилиридә биздин пәриқлиқ қарар қилғанлар һәққидә ейтмиған. Шундақла у бизни рәнҗитип қойған адәмләр тоғрилиқму ейтмиған. Әксичә, Паул Йәһва Худаниң нәсиһәтлиригә әтәй бойсунмай жүргән адәмләр тоғрилиқ ейтқуси кәлгән.

Биз бир бурадәр яки қериндашниң Худа Сөзидики нәсиһәткә бойсунмайватқанлиғини байқисақ a, униң билән бирликтә дәм елиш, вақит өткүзүш яки өткүзмәсликни өзүмиз қарар қилимиз. Бу қарар шәхсий болғачқа, биз өйдикилиримиздин башқа һечким билән бу тоғрисида сөзләшмәймиз. Биз шу киши билән вәз хизмитидә вә җамаәт учришишлирида арилишиверимиз. У иш-һәрикитини өзгәрткәндә, униң билән бурунқидәк арилишимиз.

a Мәсилән, мәсиһий қолидин кәлсиму, җан беқиш үчүн ишлимәслиги, етиқатчи болмиған адәм билән муһәббәтлишиши, тәшкилатниң көрсәтмилиригә қарши сөзлиши, Муқәддәс китап тәлимлири тоғрилиқ талаш-тартиш қилиши яки ғевәт тарқитиши мүмкин (Кор. 1-х. 7:39; Кор. 2-х. 6:14; Сал. 2-х. 3:11, 12; Тим. 1-х. 5:13). Шундақ һәрикәтләрни тохтатмайдиған адәм «тәртипни бузуп» жүргән болиду.