Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

30-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

52-НАХША Қәлбиңни чиң қоғда

Исраил падишалиридин немиләрни үгинәләймиз?

Исраил падишалиридин немиләрни үгинәләймиз?

«Худаға хизмәт қилған һәм Униңға хизмәт қилмайдиған кишиләр арисида айримчилиқни ениқ байқайсиләр» (МАЛ. 3:18).

АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР

Исраил падишалири һәққидә үгиниш Йәһва Худани хурсән қилиш үчүн немә қилишимиз керәклигини чүшинишимизгә ярдәм бериду.

1, 2. Муқәддәс китап бәзи Исраил хәлқиниң падишалири һәққидә немиләрни баян қилиду?

 МУҚӘДДӘС КИТАПТА Исраил хәлқигә падишалиқ қилған 40тин көпирәк адәмниң исми тилға елинған a. Шуларниң арисида бәзилириниң немә ишларни қилғанлиғи тәпсилийирәк баян қилинған. Мәсилән, бәзи яхши падишаларму бәзи яман ишларни қилған. Шулардин бири падиша Давутниң мисалини көрүп бақайли. Давут һәққидә Йәһва Худа мундақ дәйду: «У. . . Мениң кәйнимдин пүтүн вуҗуди билән әгишип, пәқәт көзүмгә йеқимлиқ ишларни қилатти» (Пад. 1-яз. 14:8). Бирақ Давут аллиқачан той қилған аял билән зина қилған вә униң ерини җәңдә қәстләп өлтүргүзгән (Сам. 2-яз. 11:4, 14, 15).

2 Униңдин башқа нурғун садақәтсиз падишалар бәзидә тоғра ишларни қилған. Реһабамниң мисалини көрүп бақайли. Йәһваниң нәзәридә Реһабам яман ишларни қилатти (Тар. 2-яз. 12:14). Бирақ Реһабам Худаниң буйруғиға бойсунуп, он қәбилә хәлқиниң өз падишалиғидин айрилип кетишигә йол қойған. У йәнә Худаниң хәлқини дүшмәнлиридин қоғдаш үчүн өз падишалиғиға тәвә нурғун шәһәрләрни мустәһкәмлигән (Пад. 1-яз. 12:21—24; Тар. 2-яз. 11:5—12).

3. Қандақ муһим соал оттуриға чиқиду вә бу мақалидә немиләрни көрүп чиқимиз?

3 Әгәр нурғун Исраил падишалири яхши вә яман ишларни қилған болсиму, ундақта Йәһва Худа немигә асасән кимниң садиқ яки садақәтсиз падиша екәнлигини қарар қилған? Бу муһим соалниң җавави Йәһваниң биздин немини тәләп қилидиғанлиғини чүшинишимизгә ярдәм бериду. Йәһва кимниң садиқ яки садақәтсиз падиша екәнлигини қарар қилғанда, үч амилни нәзәрдә тутқан: 1) пүтүн қәлби билән Йәһвани сөйәмду; 2) гуна өткүзгәндин кейин һәқиқий товва қиламду; 3) давамлиқ пак ибадәтни қолламду. Һазир буларни бир-бирләп көрүп чиқимиз.

УЛАР ПҮТҮН ҚӘЛБИ БИЛӘН ЙӘҺВАНИ СӨЙГӘН

4. Садиқ падишалар билән садақәтсиз падишалар арисида қандақ пәриқ болған?

4 Йәһва Худаниң көңлини хурсән қилидиған падишалар Униңға пүтүн қәлби b билән хизмәт қилған. Яхши падиша Йәһошафат «Йәһва Худани пүтүн жүригидин издигән» (Тар. 2-яз. 22:9). Муқәддәс китап падиша Йошия һәққидә мундақ дәйду: «Йәһваға пүтүн қәлби. . . мошундақ мураҗиәт қилған [йүзлигән, ЙД] падиша йә авал, йә кейин болмиған еди» (Пад. 2-яз. 23:25). Униңдин башқа, қериғанда яман ишларни қилған Сулайман падиша һәққидә Муқәддәс китап: «Униң көңли өз Худайи Йәһваға. . . пүтүнләй вапа болмиди»,— дәйду (Пад. 1-яз. 11:4). Йәнә бир садиқсиз падиша Абия тоғрисида мундақ дәйду: «Униң жүриги Тәңри Йәһваға. . . пүтүнләй берилмиди [садиқ болмиди, ЙД]» (Пад. 1-яз. 15:3).

5. Йәһва Худаға пүтүн қәлби билән хизмәт қилиш немини билдүриду?

5 Ундақта Йәһва Худаға пүтүн қәлби билән ибадәт қилиш немини билдүриду? Пүтүн қәлби билән ибадәт қилиш — мәҗбурийәт үчүнла әмәс, бәлки Яратқучи Йәһвани чин қәлбидин сөйгәнлиги вә һөрмәтлигәнлиги үчүн өмүр бойи Униңға садиқ хизмәт қилишни билдүриду.

6. Йәһваға пүтүн қәлбимиз билән ибадәт қилиш үчүн немә қилалаймиз? (Пәнд-нәсиһәтләр 4:23; Мәтта 5:29, 30)

6 Биз садиқ падишаларни үлгә қилип, давамлиқ Йәһваға пүтүн қәлбимиз билән ибадәт қилиш үчүн немә қилалаймиз? Буниң үчүн бизгә яман тәсир қилидиған һәрқандақ иштин жирақ турушимиз лазим. Мәсилән, сағлам болмиған оюн-тамашилар, яман достлар вә мал-дунияға болған натоғра көзқараш қәлбимизгә тәсир қилиши мүмкин. Әгәр мәлум бир нәрсә яки иш Йәһва Худаға болған сөйгү-муһәббитимизни совутқанлиғини байқисақ, дәрһал пүтүн күчимиз билән яман тәсирни йоқ қилишқа һәрикәт қилишимиз керәк (Пәнд-нәсиһәтләр 4:23; Мәтта 5:29, 30ни оқуң).

7. Немә үчүн биз яман тәсир қилидиған нәрсиләрдин жирақ турушимиз керәк?

7 Қәлбимизниң бөлүнүп кетишигә йол қоймаслиғимиз керәк. Әгәр пәхәс болмисақ, өз-өзүмизни алдап мундақ ойлишимиз мүмкин: «Йәһва Худаға ибадәт қилиш билән алдираш өтсәм һечқандақ нәрсә маңа зиян йәткүзәлмәйду». Мәсилән, шивирғанлиқ қаттиқ соғақ күндә өзүңизни сиртта дәп тәсәввур қилиң. Өйүңизгә келипла, өйни исситишқа һәрикәт қилисиз. Әгәр ишикни япмай, очуқ қойсиңизчу, немә болиду? Наһайити тезла соғақ һава пүтүн өйгә кирип кетиду. Бу мисалдин немини үгинәләймиз? Йәһваға болған сөйгү-муһәббитимиз совуп кәтмәслиги үчүн пәқәт роһий озуқлуқ билән озуқлиниш йетәрлик әмәс. Биз бу дунияниң соғақ һавасиниң қәлбимизгә яман тәсир қилмаслиғи үчүн ишикни йеипиветишимиз керәк. Шу чағда бу дунияниң роһи қәлбимизгә кирмәйду вә пүтүн қәлбимиз билән Йәһваға хизмәт қилишқа тосалғу болмайду (Әфәс. 2:2).

УЛАР ГУНАЛИРИҒА ТОВВА ҚИЛҒАН

8, 9. Давут вә Хизқия падиша түзитишкә қандақ инкас қайтурған? ( рәсимгә қараң).

8 Жуқурида тилға елинғандәк, падиша Давут еғир гуна өткүзгән. Лекин Натан пәйғәмбәр униң гунасини йүзигә салғанда, Давут дәрһал кәмтәрлик билән гунасиға товва қилған (Сам. 2-яз. 12:13). Зәбур 51-баптин Давутниң чин көңлидин гунасиға һәқиқий товва қилғанлиғини көрүп йетәләймиз. Давут падиша Натанни алдаш яки җазадин қутулуш үчүн товва қилған қияпәткә киривалмиған. У һәқиқий товва қилған еди (Зәб. 51:3, 4, 17).

9 Хизқия падишаму Йәһва Худаға қарши гуна өткүзгән. Муқәддәс китапта: «Униң жүриги тәкәббурлишип кәтти. Шуңлашқа Худаниң ғәзиви униңда, Йәһудида вә Йерусалимда болди»,— дейилгән (Тар. 2-яз. 32:25). Немә үчүн Хизқия тәкәббурлишип кәткән? Бәлким, у байлиқ көп болғанлиғи, Ассурийәликләр үстидин ғәлибә қилғанлиғи яки Худа мөҗүзә арқилиқ кесилини сақайтқанлиғи сәвәплик тәкәббурлишип кәткәнду. Бәлким, тәкәббурлиғи түпәйли, Хизқия өз байлиқлирини бабилонлиқларға көрсәткәнду. Нәтиҗидә, Йәшая пәйғәмбәр Хизқияға Йәһва Худаниң униңға аччиқланғанлиғини ейтқан (Пад. 2-яз. 20:12—18). Амма Хизқия Давут падишаға охшаш кәмтәрлик билән товва қилған (Тар. 2-яз. 32:26). Йәһва ахирида Хизқияға қандақ көзқарашта болған? Худа уни садиқ падиша дәп қариған вә у давамлиқ тоғра болған ишларни қилған (Пад. 2-яз. 18:3).

Гуналирини йүзигә салғанда, Давут вә Хизқия падишалар кәмтәрлик билән товва қилған (8, 9 абзацларға қараң)


10. Падиша Амазия түзитишкә қандақ инкас қайтурған?

10 Йәһуда падишаси Амазия Давут вә Хизқиядин пәриқлиқ болған. Гәрчә у бәзи тоғра ишларни қилған болсиму, «амма пүтүнләй жүригидин әмәс» (Тар. 2-яз. 25:2). У қандақ хаталиқ өткүзгән? Йәһва униң едомлуқлар үстидин ғәлибә қазинишиға ярдәм бәргәндин кейин Амазия уларниң илаһлириға чоқунушқа башлиған c. Йәһваниң пәйғәмбири уни түзитип сөз қилғанда, Амазия униң сөзлиригә қулақ салмастин, җаһиллиқ билән уни қоғлап чиқарған (Тар. 2-яз. 25:14—16).

11. Коринтлиқларға 2-хәт 7:9, 11-айәтләргә асасланғанда, Йәһва Худаниң кәчүрүмигә еришиш үчүн чоқум немә қилишимиз керәк? (Рәсимләргиму қараң.)

11 Бу мисаллардин немини үгинимиз? Биз гуналиримизға товва қилип, уларни тәкрарлимаслиқ үчүн қолумиздин келишичә тиришчанлиқ көрситишимиз керәк. Җамаәттики ақсақаллар мәлум бир иш тоғрилиқ бизгә мәслиһәт бәрсә, һәтта у биз үчүн анчә муһим һесапланмайдиған иш болсиму, қандақ инкас қайтурушимиз керәк? Йәһва Худа бизни сөймәйдиғандәк яки ақсақаллар бизгә қарши чиқиватқандәк һис қилмаслиғимиз керәк. Һәтта исраилларниң садиқ падишалириму нәсиһәтни қобул қилишқа вә түзитишкә муһтаҗ еди (Ибр. 12:6). Бизни түзәткәндә, 1) кәмтәрлик билән қобул қилишимиз, 2) зөрүр өзгәртишләрни қилишимиз вә 3) пүтүн қәлбимиз билән давамлиқ Йәһваға хизмәт қилишимиз керәк. Әгәр гуналиримизға һәқиқий товва қилсақ, чоқум Йәһваниң кәчүрүмигә еришәләймиз (Коринтлиқларға 2-хәт 7:9, 11ни оқуң).

Башқилар бизни түзәткәндә, 1) кәмтәрлик билән инкас қайтурушимиз, 2) зөрүр болған өзгәртишләрни қилишимиз вә 3) пүтүн қәлбимиз билән давамлиқ хизмәт қилишимиз керәк (11-абзацқа қараң) f


УЛАР ПАК ИБАДӘТНИ ҚОЛЛАП-ҚУВӘТЛИГӘН

12. Садиқ падишалар билән садақәтсиз падишалар арисидики әң зор пәриқ немә болған?

12 Йәһваниң нәзәридики садиқ падишалар пак ибадәтни қоллап-қувәтлигән. Улар өз қол астидики пухраларниму шундақ қилишқа дәвәт қилған. Әлвәттә көргинимиздәк, уларниңму камчилиқлири болған еди. Лекин улар пүтүн вуҗуди билән пәқәт Йәһва Худаға ибадәт қилған вә өз падишалиғиға тәвә зиминидики бутларни тазилап йоқитиш үчүн күч чиқарған d.

13. Немә үчүн Йәһва Худаниң нәзәридә Ахаб садақәтсиз падиша болған?

13 Йәһва Худа садақәтсиз дәп қарар қилған падишаларчу? Әлвәттә, уларниң қилған ишлириниң һәммиси хата әмәс еди. Һәтта рәзил падиша Ахаб Набутниң өлтүрүлүшигә қатнашқанлиғи үчүн пушайман қилип, мәлум дәриҗидә кәмтәрликни көрсәткән (Пад. 1-яз. 21:27—29). У йәнә шәһәрләрни қурған вә Исраил хәлқи үчүн дүшмәнләр үстидин ғәлибә қилған (Пад. 1-яз. 20:21, 29; 22:39). Лекин у өз аялиниң тәсиригә учрап, сахта илаһларға чоқунушни тәшвиқ қилған вә бу иши үчүн һечқачан товва қилмиған (Пад. 1-яз. 21:25, 26).

14. а) Немә үчүн Йәһва Худа Реһабамни садақәтсиз дәп қариған? ә) Садақәтсиз падишаларниң көпинчиси қандақ натоғра ишларни қилған?

14 Йәнә бир садақәтсиз падиша Реһабамниң мисалини көрүп бақайли. Жуқурида тилға елинғандәк, Реһабам өз һөкүмранлиқ қилиш мәзгилидә нурғун тоғра ишларни қилған. Бирақ униң падишалиқ һоқуқи мустәһкәм болғандин кейин у Йәһва Худаниң қанунини рәт қилип, сахта илаһларға чоқунушни башлиған (Тар. 2-яз. 12:1). Кейин у бәзидә Йәһва Худаға ибадәт қилған вә бәзидә сахта илаһларға чоқунған (Пад. 1-яз. 14:21—24). Пәқәт Реһабам билән Ахаб әмәс, башқа падишаларму пак ибадәтни қоллап-қувәтлимигән. Әмәлийәттә садақәтсиз падишаларниң көпинчиси сахта илаһларға чоқунған вә башқиларни шундақ қилишқа дәвәт қилған. Шуни ениқ көрүвелишкә болидуки, Йәһва мәлум бир падишани яхши яки яман дәп һөкүм қилғанда, муһим бир амилни көздә тутқан, йәни падишаниң пак ибадәтни қоллиған яки қоллимиғанлиғиға қариған.

15. Йәһваниң нәзәридә падишаларниң пак ибадәтни қоллап-қувәтлиши немә үчүн шунчилик муһим болған?

15 Немишкә Йәһваниң нәзәридә падишаларниң пак ибадәт қилиши шунчә муһим болған? Бир сәвәви — падишаларниң Худа хәлқини тоғра усулда ибадәт қилишқа йетәкләш мәсъулийити болған. Йәнә бир сәвәви — кишиләр сахта илаһларға чоқунса, чоқум еғир гуналарни қилатти вә башқилар адаләтсизлик билән муамилә қилатти (Һош. 4:1, 2). Униңдин башқа, исраил падишалири вә пухралири Йәһва Худаға беғишланған еди. Шуңа, Муқәддәс китапта уларниң сахта илаһларға чоқунуши зина қилиш билән селиштурулған (Йәр. 3:8, 9). Зина қилған киши өз һәмрайисиға қарши гуна қилип, униң көңлигә азар бериду. Худди шуниңға охшаш Йәһва Худаға өз һаятини беғишлиған киши сахта илаһларға чоқунса, өз Яратқучисиға қарши гуна қилип, Униң көңлигә азар бериду e (Қ. шәр. 4:23, 24).

16. Йәһваниң нәзәридә қандақ адәм һәққаний вә қандақ адәм рәзил?

16 Биз буниңдин немини үгинәләймиз? Биз чоқум сахта чоқунушлардин жирақ турушқа қәтъий бәл бағлишимиз керәк. Униңдин башқа, чоқум пак ибадәтни қоллап-қувәтләп, қизғин Йәһва Худаға хизмәт қилишимиз лазим. Йәһваниң нәзәридә қандақ адәм яхши вә қандақ адәм яман екәнлигини, Малаки пәйғәмбәр ениқ чүшәндүрүп мундақ дегән: «Шу вақитта силәр яңливаштин һәққаний һәм рәзил арисида болудиған пәриқни көрисиләр. Худаға хизмәт қилған һәм Униңға хизмәт қилмайдиған кишиләр арисида айримчилиқни ениқ байқайсиләр» (Мал. 3:18). Биз һәммимиз Йәһваниң нәзәридә һәққаний адәм болушни халаймиз. Шуңа, һәрқандақ нәрсиниң Йәһва Худаға ибадәт қилишимизға қәтъий йол қоймаймиз. Мәйли өзүмизниң камчилиқлири яки өткүзгән хаталиқлири сәвәплик үмүтсизләнсәкму, биз чоқум давамлиқ Униңға ибадәт қилимиз. Есиңиздә болсунки, Йәһва Худаға ибадәт қилишни тохтитишниң өзи еғир гунадур.

17. Һәмра таллашта немә үчүн еһтиятчан болушимиз керәк?

17 Әгәр той қилишни ойлаватқан болсиңизчу? Малаки китавидики сөзләр сизниң келәчәктики һәмрайиңизни тоғра таллишиңизға ярдәм берәләйду. Мундақ ойлап көрүң: У кишиниң яхши пәзилити бар. Лекин у һәқ Худаға ибадәт қилмиса, Йәһваниң нәзәридә у һәққаний һесаплинамду? (Кор. 2-х. 6:14) Әгәр у киши билән той қилсиңиз, у сизниң Йәһва Худаға садиқ болушиңизға ярдәм берәләмду? Ойлап беқиң: Падиша Сулайманниң сахта илаһларға чоқунған хотунлири арисида бәзи яхши пәзиләтлири болған аяллар болуши мүмкин. Лекин улар Йәһва Худаға ибадәт қилмиған. Нәтиҗидә, улар аста-аста Сулайманниң қәлбини сахта илаһларға чоқунушқа майил қилған (Пад. 1-яз. 11:1, 4).

18. Ата-анилар балилириға немиләрни үгитиши лазим?

18 Ата-анилар, Исраил падишалири һәққидики үзүндиләрни ишлитип, балилириңларниң чиң қәлбидин Йәһва Худаға хизмәт қилиш арзу-истигини йетилдүрүшигә ярдәм бериңлар. Балиларниң шуни чүшинишигә ярдәм бериңлар: Йәһваниң нәзәридә яхши дәп қаралған падиша қизғинлиқ билән һәқ Худаға ибадәт қилған вә хәлиқниму шундақ қилишқа дәвәт қилған. Силәр гәп-сөзлириңлар вә иш-һәрикәтлириңлар арқилиқ балилириңларға Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип үгиниш, җамаәт жиғилишлириға қатнишиш вә вәз қилиш қатарлиқ паалийәтләрни һаятида биринчи орунға қоюшниң нәқәдәр муһимлиғини көрүп йетишни үгитиңлар (Мәт. 6:33). Әгәр ата-анилар бундақ қилмиса, бәлким балилар Йәһва гувачиси болушни пәқәт аилимизниң әнъәнәвий урп-адити дәп ойлиши мүмкин. Нәтиҗидә, улар Худаға ибадәт қилишни һаятида биринчи орунға қоймаслиғи, һәтта Униңға ибадәт қилишни тохтитиши мүмкин.

19. Йәһва Худаға хизмәт қилишни тохтатқан киши үчүн қандақ үмүт бар? ( «Сизму Йәһваға қайтип келәләйсиз!» намлиқ рамкиғиму қараң)

19 Әгәр бир киши Йәһва Худаға хизмәт қилишни тохтатқан болса, бу униң әнди қайта Йәһва билән дост болмайдиғанлиғини билдүрәмду? Яқ, чүнки у товва қилип, өзгәрсә қайта Йәһваға ибадәт қилалайду. Йәһваға қайтип келиш үчүн у ғурурини бир чәткә ташлап қоюп, җамаәт ақсақаллириниң ярдимини қобул қилиши керәк (Яқуп 5:14). Бәлким бундақ қилиш асанға тохтимайду, бирақ Йәһва Худаниң қайта қобул қилишиға еришиш үчүн һәрқандақ тиришчанлиқларни көрситишкә әрзийду!

20. Әгәр садиқ падишаларни үлгә қилсақ, Йәһва Худаниң нәзәридә қандақ адәм һесаплинимиз?

20 Исраил падишалириниң мисаллиридин немиләрни үгәндуқ? Садақәтмән падишаларни үлгә қилип, пүтүн қәлбимиз билән давамлиқ Йәһваға ибадәт қилалаймиз. Әгәр хаталиқ өткүзүп қалсақ, униңдин өзүмизгә савақ елип, чиң қәлбимиздин товва қилип, зөрүр өзгәртишләрни қилайли. Пак ибадәтни қоллап-қувәтләшниң нәқәдәр муһимлиғини һәргиз әстин чиқармайли. Әгәр сиз садақәтмәнлик билән йәккә-йеганә һәқ Худа Йәһваға пүтүн қәлбиңиз билән ибадәт қилсиңиз, У чоқум сизни һәққаний адәм дәп һесаплайду!

22-НАХША Йәһва — мениң Падичимдур

a Бу мақалидә «Исраил падишалири» дегән сөз-ибарә, мәйли улар икки қәбилилик Йәһуда падишалиғи, он қәбилилик Исраил падишалиғи яки һәммә 12 қәбилә үстидин һөкүмранлиқ қилған болсун, Йәһваниң хәлқи үстидин һөкүмранлиқ қилған барлиқ падишаларға қаритилған.

b СӨЗ-ИБАРӘ МӘНАСИ: Муқәддәс китапта дайим «қәлб, көңүл, жүрәк» дегән сөзләр кишиниң ички дунияси тәсвирләнгәндә қоллинилған, улар бир кишиниң арзу-истәклири, ой-хияллири, көзқарашлири, миҗәз-хулқи, қабилийәтлири, нийәтлири вә мәхсәт-нишанлирини өз ичигә алиду.

c Қедимқи заманда ят хәлиқ падишалири арисида шундақ урп-адәт кәң тарқалған, йәни улар өзлири бойсундурған хәлиқләрниң сахта илаһлириға сәҗда қилип чоқунушқан.

d Аса падиша еғир гуна садир қилған (Тарихнамә 2-язма 16:7, 10). Бирақ Муқәддәс китап уни Йәһваниң нәзәридә тоғра ишларни қилған адәм дәйду. Гәрчә у дәсләптә түзитишни рәт қилған болсиму, кейин у товва қилған болуши мүмкин. Аддий қилип ейтқанда, униң яхши пәзиләтлири камчилиқлиридин көпирәк болған. Әң муһими, Аса пәқәт Йәһваға ибадәт қилған вә пүтүн күчи билән падишалиғиға тәвә зиминдин бутпәрәсликни тазилашқа тиришқан (Пад. 1-яз. 15:11—13; Тар. 2-яз. 14:2—5).

e Шуни көрүвелишқа болидуки, Йәһваға ибадәт қилиш интайин муһим. Чүнки Мусаниң Тәврат қанунидики авалқи икки әмир бойичә, Исраил хәлқи пәқәт Йәһваға ибадәт қилиши керәкти, уларниң башқа һәрқандақ илаһ, шәхс яки нәрсигә ибадәт қилиши мәнъий қилинған еди (Чиқ. 20:1—6).

f СҮРӘТ. Яш ақсақал йеши чоңирақ бурадәргә, униң һараққа хумар болуп қелишидин әнсирәйдиғанлиғини ейтиду. Әшу бурадәр нәсиһәтни кәмтәрлик билән қобул қилип, зөрүр болған өзгәртишләрни қилиду вә давамлиқ Йәһваға садақәтмәнлик билән хизмәт қилиду.