27-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
137-НАХША Җасарәт бәргин
Садокқа охшаш батур болуң
«Ғәйрәтлик жигит Садок» (ТАР. 1-ЯЗ. 12:28).
АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР
Садокниң батурлуғидин қандақ үлгә алалайдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз.
1, 2. Садок ким? (Тарихнамә 1-язма 12:22, 26—28)
МУНДАҚ бир мәнзирини тәсәввур қилип көрүң: 340 000дин көпирәк киши Давутни пүтүн Исраил хәлқиниң падишаси қилиш үчүн җәм болған еди. Үч күн Һебронниң әтрапидики тағлар арисидин адәмләрниң вараң-чуруң авазлири хошал күлкилири вә Йәһвани мәдһийиләп ейтқан нахшилириниң әкс садалири аңлинип туратти (Тар. 1-яз. 12:39). Шу хәлиқниң арисида Садок исимлиқ яш жигит еди. Нурғун кишиләр униңға диққәт қилмиған еди. Амма Йәһва Худа уни көргән вә бизниң уни тонушимизни халиған (Тарихнамә 1-язма 12:22, 26—28ни оқуң). Ундақта, Садок зади ким?
2 Садок роһаний болған вә Абиятар исимлиқ баш роһаний билән мүрини-мүригә тирәп хизмәт қилған. Униңдин башқа Худа Садокниң Өз ирадисини чүшиниши үчүн зөрүр алаһидә қабилийәт вә даналиқни бәргән (Сам. 2-яз. 15:27). Ярдәмгә муһтаҗ болған кишиләр Садоктин дана нәсиһәтләрни сориған. У батур адәм болған еди. Бу мақалидә биз Садок батурлуғини қандақ көрсәткәнлигини муһакимә қилимиз.
3. а) Немә үчүн Йәһва Худаға ибадәт қилғучилар батур болуши керәк? ә) Бу мақалидә биз немиләрни көрүп чиқимиз?
3 Бу ахир заманниң ахирқи күнлиридә Шәйтан Иблис барғансири Худа хәлқигә техиму шиддәтлик һуҗум қилиду (Пет. 1-х. 5:8). Шуңлашқа таки Шәйтан вә бу рәзил дунияни Йәһва йоқ қилғанға қәдәр батур болушимиз керәк (Зәб. 31:24). Төвәндә Садокниң батурлуғини үлгә қилишниң үч усулни көрүп чиқайли.
ХУДА ПАДИШАЛИҒИНИ ҚОЛЛАП-ҚУВӘТЛӘШ
4. Немә үчүн Йәһва гувачилири Худа Падишалиғини қоллап-қувәтләш үчүн җасарәткә муһтаҗ? (Рәсимгиму қараң.)
4 Биз Йәһва Худаниң хизмәтчилири чин жүрәктин Худа Падишалиғини қоллап-қувәтләймиз (Мәт. 6:33). Бирақ көпинчә вәзийәттә мундақ қилиш үчүн җасарәткә муһтаҗ болимиз. Мәсилән, мошу зулум дунияда Йәһва Худаниң тәләп-өлчәмлиригә мас һаят кәчүрүш вә Падишалиқ хуш хәвирини вәз қилиш үчүн батур болушимиз керәк (Сал. 1-х. 2:2). Сәясий ишлар сәвәплик бу дуния барғансири бөлүнүп кетиватиду. Шуңа биз сәясий ишларға вә бәс-муназириләргә қатнашмаслиқ үчүн барғансири җасарәткә муһтаҗ болимиз (Йоһ. 18:36). Нурғун Йәһва гувачилири ихтисадий қийинчилиқлар вә зораванлиқлар түпәйли азап-оқубәтләрни чекиватиду, сәясәткә арилашмай бетәрәп турғач яки әскәрликкә қатнишишни рәт қилғач, түрмигә ташлиниватиду.
5. Немә үчүн Садок Давутни қоллап-қувәтләш үчүн җасарәткә муһтаҗ еди?
5 Садок Давутниң падишалиқ тәхтигә олтарғанлиғини тәбрикләш үчүнла әмәс, у йәнә җәңгә тәйярлиғини көрситиш үчүн қурал-ярақлирини елип Һебронға барған (Тар. 1-яз. 12:38). У Давутқа әгишишкә вә Исраил хәлқини дүшмәнлиридин һимайә қилишқа тәйяр еди. Гәрчә Садок тәҗрибиси мол җәңчи болмисиму, амма у җасарәтлик киши еди.
6. Давут падиша Садокқа батур болушта қандақ үлгә қалдурған? (Зәбур 138:3)
6 Роһаний Садок кимләрдин батур болушни үгәнгән? У нурғун күчлүк вә батур кишиләрни тонуған. Шәк-шүбһисизки, у уларниң үлгилиридин үгәнгән. Мәсилән, Давут батурлуқ билән җәңләрдә исраилларға башламчи болған еди. Шуңа пүтүн Исраил хәлқи чин қәлбидин Давутни қоллап-қувәтләшни халиған (Тар. 1-яз. 11:1, 2). Давут дүшмәнләргә қарши җәңдә һәрдайим Йәһва Худаниң ярдимигә таянған (Зәб. 28:7; Зәбур 138:3ни оқуң). Садок Давут тәрәптә туруп, уни қоллиған Йәһоядаһ, униң оғли Беная вә башқа 22 йетәкчиниң үлгилиридин батур болушни үгәнгән (Тар. 1-яз. 11:22—25; 12:26—28). Бу кишиләрниң һәммиси Давутниң падишалиғини қоллап-қувәтләшкә қәтъий бәл бағлиған.
7. а) Бүгүнки күндики батур болушниң мисаллирини қәйәрдин тапалаймиз? ә) Видеодики Нсилу исимлиқ бурадәрниң үлгисидин немиләрни үгинимиз?
7 Әгәр Йәһваниң һөкүмранлиқ һоқуқини батурлуқ билән қоллап-қувәтлигән кишиләрниң мисаллири һәққидә чоңқур ойлансақ, күч-қувәт вә җасарәткә еришимиз. Падишайимиз Әйса Мәсиһ Шәйтан дуниясиниң сәясий ишлириға қатнишиш бесимини қәтъий рәт қилған (Мәт. 4:8—11; Йоһ. 6:14, 15). Чүнки у һәрдайим Йәһваға таянған. Бүгүнки күндиму иман-етиқади үчүн сәясий ишларға вә әскәрликкә қатнишишни рәт қилған нурғун яшлиримиз бар. Улардин бәзилириниң мисаллирини jw.org торбетидә оқалайсиз a.
ЕТИҚАТДАШЛАРҒА ЯРДӘМ БЕРИШ
8. Ақсақаллар етиқатдашларға ярдәм қолини сунуш үчүн қайси вәзийәтләрдә батур болуши лазим?
8 Йәһва гувачилири бир-биригә ярдәм беришни яхши көриду. Амма бәзидә буни қилиш үчүн җасарәт керәк (Кор. 2-х. 8:4). Мәсилән, уруш болғанда йәрлик ақсақаллар етиқатдашларниң илһам-мәдәт, қоллап-қувәтләш, бәлким роһий озуқлуқ яки турмуштики еһтияҗлиқ нәрсиләргә муһтаҗ болидиғанлиғини билиду. Ақсақаллар етиқатдашларни сөйгәч, уларни муһтаҗ болған нәрсиләр билән тәминләш үчүн өз һаятини хәтәргә тәвәккәл қилиду (Йоһ. 15:12, 13). Улар шундақ қилғанда, Садокниң батурлуғидин үлгә алиду.
9. Самуилниң 2-язмиси 15:27—29 айәтләрдә йезилғандәк, Давут Садокқа қандақ көрсәтмә бәргән? (Рәсимгиму қараң.)
9 Давут падишаниң оғли Абшалом өз дадисиниң падишалиқ тәхтини тартивалмақчи болғанда, униң һаяти хәвп-хәтәр астида қалған (Сам. 2-яз. 15:12, 13). Давут дәрһал Йерусалимдин қечиши керәк еди. Давут өз хизмәткарлирини чақирип: «Қопуп қачайли! Болмиса, Абшаломдин қутулалмаймиз!»— дегән (Сам. 2-яз. 15:14, КТ). Улар йолға чиққанда, Давут Абшаломниң планлиридин өзини хәвәрдар қилип туруш үчүн бириниң Йерусалимда қелиши керәклигини чүшәнгән. Шуңа Давут Садок вә башқа бирқанчә роһанийларни шәһәргә қайтип, өзигә хәвәр йәткүзүп турушқа әвәткән (Самуилниң 2-язмиси оқуң). Улар наһайити еһтиятчан болуши керәк еди, чүнки Давут буйриған иши бәк хәтәрлик болуп, улар һәтта һаятидин айрилип қалатти. Тәсәввур қилип көрүң: Абшалом шунчә рәзил, шәхсийәтчи, һәтта өз дадисиға асийлиқ қилған киши турса, әгәр Садок вә башқа роһанийларниң Давутни қоғдаш үчүн пайлақчилиқ қилғанлиғини билсә, уларниң ақивети қандақ болар еди?! 15:27—29ни
10. Садок вә башқилар Давут падишани қандақ һимайә қилған?
10 Давут бир планни ойлап тапқан вә шу планиниң әмәлгә ешиши үчүн Садок вә башқа садиқ дости Хушайдин ярдәм сориған (Сам. 2-яз. 15:32—37). Хушай шу план бойичә иш қилип, Абшаломниң ишәнчисигә еришкән вә униңға Давутни қандақ һуҗум қилиш тоғрилиқ хата мәслиһәт бәргән. Униң мәхсити Давутниң қечип қутулуши үчүн йетәрлик вақит яритип бериш еди. Абшалом мәслиһәтни қобул қилғандин кейин Хушай һәммә ишни Садок вә Абиятарға ейтип бәргән (Сам. 2-яз. 17:8—16). Андин у икки адәм арқилиқ бу хәвәрни Давутқа йәткүзгән (Сам. 2-яз. 17:17). Йәһва Худаниң ярдими билән Садок вә башқа роһанийлар Давутниң һаятини қоғдап қелишта муһим роль ойниған (Сам. 2-яз. 17:21, 22).
11. Етиқатдашлиримизға ярдәм бәргәндә, Садокниң батурлуғидин қандақ үлгә алалаймиз?
11 Әгәр бизни хәтәрлик вәзийәтләргә чүшүп қалған етиқатдашларға ярдәм беришкә чақирса, Садокқа охшаш батурлуқни қандақ көрситәләймиз? 1) Йол йоруққа әмәл қилиң. Шундақ хәтәрлик вәзийәтләрдә аримиздики инақ-иттипақлиқни сақлаш бәк муһим. Йәрлик Бәйтәл бериватқан көрсәтмиләргә қулақ селиң (Ибр. 13:17). Ақсақаллар тәбиий апәтләргә қандақ тәйярлиқ қилиш вә бундақ вәзийәтләрдә немә қилиш тоғрилиқ берилгән көрсәтмиләрни дайим тәкшүрүп туруши керәк (Кор. 1-х. 14:33, 40). 2) Батур, амма еһтиятчан болуң. (Пәнд н. 22:3) Бир ишни қилиштин бурун ойлиниң. Өз һаятиңизни хәтәргә бекар тәвәккәл қилмаң. 3) Йәһва Худаға тайиниң. Шуни унтумаңки, Йәһва Худа сизниң вә етиқатдашлириңизниң бехәтәрлигигә интайин көңүл бөлиду. У чоқум сизниң бехәтәр усул билән етиқатдашлириңизға яр-йөләк болушиңизға ярдәм берәләйду.
12, 13. Виктор вә Виталий иккисиниң мисалидин немини үгинәләймиз? (Рәсимгиму қараң.)
12 Виктор билән Виталий исимлиқ икки ақсақалниң мисалини көрүп бақайли. Улар Украинада етиқатдашлириға йемәклик вә су йәткүзүп бәргән. Виктор мундақ дәйду: «Биз һәммә җайларда йемәкләрни издидуқ. Һәрдайим әтрапимизда оқ авазини аңлидуқ. Бир бурадәр дуканда сақлап қойған йемәк-ичмәкликләрни ианә қилди. Шу йемәк-ичмәкләр нурғун қериндашлиримизниң бир мәзгил җан сақлишиға ярдәм бәрди. Биз машинимизға ианә қилинған нәрсиләрни бесиватқанда, биздин 20 метр жирақлиқта бир бомба партилиди. Шу күни мән күн бойи Йәһвадин җасарәт сорап ялвурдум. Чүнки етиқатдашларға ярдәм беришни давамлаштуруш үчүн җасарәткә муһтаҗ едим».
13 Виталий мундақ дәйду: «Биз җасарәткә бәк муһтаҗ едуқ. Биринчи қетимлиқ тошуш сәпири 12 саат давам қилди. Йол бойи Йәһваға дуа қилдим». Виталий батур болсиму, интайин еһтиятчан болған. У йәнә: «Мән тохтимай Йәһва Худадин даналиқ вә кәмтәрлик соридим. Пәқәт һөкүмәт рухсәт қилған йолларда маңдим. Сәпәрдә қериндашларниң мүрини-мүригә тирәп биргә ишлигәнлигини көрүп, иман-етиқадим күчәйгән еди. Улар йолларни тазилап, кийим-кечәк, йемәк-ичмәк вә башқа керәклик нәрсиләрни машиниға басатти. Йәнә бизгә йемәк-ичмәк вә дәм алидиған җай һазирлап берәтти»,— дәйду.
ЙӘҺВАҒА БОЛҒАН САДАҚӘТМӘНЛИКНИ САҚЛАП ҚЕЛИШ
14. Әгәр йеқин кишимиз Йәһвани ташлап кәтсә, бу бизгә қандақ тәсир қилиду?
14 Биз дуч келидиған қаттиқ синақлардин бири — йеқин кишимиз яки достумизниң Йәһва Худани ташлап кетиши (Зәб. 78:40; Пәнд н. 24:10). У адәм билән болған мунасивитимиз қанчә йеқин болса, бу синаққа бәрдашлиқ бериш шунчә қийин болиду. Әгәр шундақ еғир синаққа дуч кәлгән болсиңиз, Садокниң садақәтмәнлик үлгиси сизгә күч-мәдәт берәләйду.
15. Йәһваға садақәтмәнликни сақлап қелиш үчүн немишкә Садок җасарәтлик болуши зөрүр еди? (Падишалар 1-язма 1:5—8)
15 Йеқин дости Абиятар Йәһваға садақәтсизлик қилишни таллиғанда, Садок йәнила Йәһваға садақәтмәнликни сақлап қалған. Бу иш Давут өлүшкә аз қалған чағда йүз бәргән. Гәрчә Йәһва аллиқачан Сулайманни падишалиқ вариси қилип таллиған болсиму, Давут қерип кесәлчан болуп қалғанда, униң йәнә бир оғли Адония падишалиқ тәхтини тартивелишқа урунған (Тар. 1-яз. 22:9, 10). Абиятар Адонияни қоллап-қувәтлигән (Падишалар 1-язма 1:5—8ни оқуң). Шундақ қилип Абиятар пәқәт Давутқа әмәс, Йәһва Худағиму садиқ болуп қалмиған. Садокниң көңли қанчилик йерим болғанлиғини тәсәввур қилаламсиз? У 40 жилдин көпирәк Абиятар билән бирликтә роһанийлиқ хизмитини қилған еди (Сам. 2-яз. 8:17). Улар бирликтә Худаниң әһдә сандуғини тошуған (Сам. 2-яз. 15:29). Дәсләптә улар иккилиси Давутниң падишалиғини қоллап-қувәтлигән вә Йәһва үчүн башқа нурғун ишларни қилған (Сам. 2-яз. 19:11—14).
16. Садокниң садақәтмәнликни сақлап қелишиға немә ярдәм бәргән болуши мүмкин?
16 Абиятар садақәтсизлик қилған болсиму, Садок Йәһваға садиқ қалған. Давут падиша һәргизму Садокниң садақитидин гуманланмиған. Адонияниң плани ашкарә болғандин кейин, Давут падиша роһаний Садок, Натан пәйғәмбәр вә Бенаяни чақирип Сулайманни падишалиқ тәхтигә олтарғузушқа әвәткән (Пад. 1-яз. 1:32—34). Йәһваға садиқ ибадәт қилғучилар, мәсилән Натан вә падиша Давутни қоллап-қувәтләйдиған башқилар билән биргә болуш Садокқа күч вә илһам-мәдәт бәргән болуши мүмкин (Пад. 1-яз. 1:38, 39). Сулайман падишалиқ тәхтигә олтарғандин кейин «Абиятарниң орниға Садок роһанийни қойди» (Пад. 1-яз. 2:35).
17. Әгәр йеқин кишиңиз Йәһва Худани ташлап кетишни қарар қилса, Садокни қандақ үлгә қилалайсиз?
17 Садокни қандақ үлгә қилалайсиз? Әгәр йеқин кишиңиз Йәһва Худани ташлап кетишни қарар қилған болса, сиз Йәһваға садақәтмәнликни сақлап қелиң (Йәшуа 24:15). Йәһва тоғра иш қилишиңиз үчүн күч-мәдәт бериду. Худаға дуа қилиң вә Униң садиқ достлири билән йеқин мунасивәттә болуң. Йәһва Худа сизниң садақәтмәнлигиңизни қәдирләйду вә сизни чоқум бәрикәтләйду (Сам. 2-яз. 22:26).
18. Марко вә Сидсениң үлгисидин немини үгәндиңиз?
18 Марко вә Сидсе исимлиқ әр-аялниң мисалини көрүп чиқайли. Уларниң икки қизи чоң болғанда Йәһва Худани ташлап кетишни қарар қилған. Марко мундақ дәйду: «Пәрзәнтлириңиз дунияға кәлгән күнидин башлап, уларни пүтүн меһриңизни берип сөйүсиз. Уларни зиян-зәһмәттин һимайә қилиш үчүн қолуңиздин келишичә һәммә ишни қилишқа тиришисиз. Улар Йәһва Худани ташлап кетишни қарар қилғанда, жүрәк пичақ санчилғандәк ағрийдикән. Лекин Йәһва бәрдашлиқ беришимиз үчүн һәрдайим ярдәм берип кәлмәктә. У бизни бир-биримизгә яр-йөләк болушқа дәвәт қилиду. Мән аҗиз болғанда, аялим күчлүк болуп, маңа яр-йөләк болиду. Аялим аҗиз болғанда, мән күчлүк болуп, униңға яр-йөләк болумән». Сидсе мундақ дәйду: «Әгәр Йәһва бәргән күч-мәдәткә таянмиған болсақ, чоқум бу синаққа бәрдашлиқ берәлмигән болаттуқ. Қизлирим һәқиқәтни ташлап кәткәндә, буниңға өзүмни әйиплик дәп ойлидим. Шуңа дуада Йәһва Худаға ич-бағримни төкүп бәрдим. Бирқанчә күнләрдин кейин узун жиллар көрүшмигән бир қериндаш мени издәп келип, қолини мүрәмгә қоюп, көзлиримгә қарап: “Сидсе, есиңиздә болсун, буниңға сиз әйиплик әмәс”,— деди. Йәһваниң ярдими билән мән хошал-хорам Униңға хизмәт қилишни давамлаштуралидим».
19. Немә қилишқа бәл бағлидиңиз?
19 Йәһва Өзиниң һәммә хизмәтчилириниң Садокқа охшаш җасарәтлик болушини халайду (Тим. 2-х. 1:7). Лекин У өз күчимизгә әмәс, бәлки Униңға тайинишимизни халайду. Шуңа, қачан җасарәткә муһтаҗ болсиңиз, Йәһвадин ярдәм сорап, Униңға тайиниң. Яратқучиңиз Йәһва сизниң Садокқа охшаш батур болушиңизға ярдәм беридиғанлиғиға ишәнчиңиз камил болсун (Пет. 1-х. 5:10).
43-НАХША Һошияр, мәһкәм вә қәйсәр бол!
a jw.org торбетидики «Немә үчүн Худа хизмәтчилири җасарәтлик болуши керәк? Бетәрәпликни сақлаш» намлиқ видеони көрүң.