Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

40-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

51-НАХША Йепиш чиң Йәһваға

Йәһва Худа «жүриги езилгәнләрни» давалайду

Йәһва Худа «жүриги езилгәнләрни» давалайду

«У жүриги езилгәнләрни давалап, уларниң һәсрәтлирини сақайтиватиду» (ЗӘБ. 147:3).

АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР

Йәһва Худа жүриги езилгәнләргә ғәмхорлуқ қилиду. Бу мақалидә Йәһваниң дәрдимизгә дәрман болалайдиғанлиғини вә биз башқиларға қандақ илһам-мәдәт берәләйдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз.

1. Йәһва Худа Өз хизмәтчилиригә қандақ қарайду?

 ЙӘҺВА ХУДА хизмәтчилириниң хошаллиғиниму, көз яшлириниму көрүп туриду (Зәб. 37:18). Көңлүмизниң ағриғанлиғиға қаримай, Униңға җан-җигәр билән хизмәт қиливатқанлиғимизни көргәндә, Худайимиз интайин хошал болиду. У бизни ялғуз қалдурмай, яр-йөләк болуп, тәсәлли беришкә алдирайду.

2. Йәһва жүриги езилгәнләргә қандақ ярдәм бериду вә Униң ғәмхорлуғини қандақ һис қилалаймиз?

2Зәбур 147:3тә Йәһва Худаниң «жүриги езилгәнләрни» сақайтидиғанлиғи йезилған. Бу Униң жүриги езилгәнләргә қандақ ярдәм беридиғанлиғини тәсвирләйду. Амма Йәһва Худаниң ғәмхорлуғини һис қилиш үчүн немә қилишимиз керәк? Мәсилән, адәм җараһәтләнгәндә дохтурға бариду. Бирақ у сақийип кетиши үчүн дохтурниң ейтқанлириниң һәммисини орунлиши керәк. Бу мақалидә Йәһва Худа Өз Сөзидә көңли сунуқларға қандақ мәслиһәтләрни йезип қойғанлиғини вә көңүл арамлиғини тепиш үчүн немә қилиш керәклигини көрүп чиқимиз.

ЙӘҺВА БИЗНИ ҚӘДИРЛӘЙДУ

3. Немә үчүн бәзиләр өзини керәксиз һис қилиду?

3 Биз меһри совуп кәткән дунияда яшаватимиз. Бәк әпсуски, шу сәвәптин нурғун адәмләр өзлирини керәксиз һис қилиду. Хелен a исимлиқ қериндаш мундақ дәйду: «Ата-анамниң меһрини көрмәй чоң болдум. Дадамниң аччиғи кәлсә, һечкимни айиматти. У һәр күни “қолуңдин һеч нәрсә кәлмәйду” дәп тиллатти». Бәлким, сизниму бирси камситип, заңлиқ қилип, ярамсиз екәнлигиңизгә ишәндүргәнду. Әгәр шундақ болса, «мени чин көңлидин яхши көридиған бирси барму?» дәп ойлинишиңиз мүмкин.

4.Зәбур 34:18-айәттә йезилғандәк, Йәһва Худа бизни немигә ишәндүриду?

4 Адәмләр сизгә мәйли қандақ муамилә қилсун, Йәһва Худаниң сизни яхши көридиғанлиғиға вә қәдирләйдиғанлиғиға һеч гуманланмаң. У «қәлби езилгәнләргә йеқиндур» (Зәбур 34:18ни оқуң). Йәһва Худа яхши хисләтлириңизни көргәнликтин, сизни Өзигә җәлип қилғанлиғини унтумаң (Йоһ. 6:44). Сиз Униң көзидә қәдир-қиммәтлик болғанлиқтин, У сизгә дайим ярдәм беришкә тәйяр.

5. Әйсаниң башқилар адәм қатарида көрмигәнләргә қандақ муамилә қилғанлиғидин немини үгинимиз?

5 Әйса Мәсиһниң һаяти Йәһва Худаниң һис-туйғулирини яхширақ чүшинишимизгә ярдәм бериду. Әйса йәрдә болғанда, башқилар адәм қатарида көрмигән кишиләргә ич ағритқан (Мәт. 9:9—12). Мәсилән, ағриқтин хорлинип, қийнилип жүргән бир аял сақийип кетимән дәп Әйсаниң кийимигә қолини тәккүзгән. Шу чағда Әйса униңға тәсәлли берип, уни ишәнчиси үчүн махтиған (Марк 5:25—34). Әйса Атисиниң хисләтлирини мукәммәл һалда әкс әттүргән (Йоһ. 14:9). Демәк, сиз Атиңиз Йәһва үчүн қәдирлик. У ишәнч вә меһир-муһәббәттәк яхши хисләтлириңизгә чоқум көңүл бөлиду. Буниңға қилчиму гуман қилмаң.

6. Өзини ярамсиз һис қилған киши немә қилса болиду?

6 «Мән бир тийинға яримас» дегән ой қайта-қайта келивәрсә, сизгә немә ярдәм бериду? Йәһва Худа үчүн қәдирлик екәнлигиңизгә ишәндүридиған айәтләрни оқуп, чоңқур ойлиниң b (Зәб. 94:19). Өзүңизни башқилар билән селиштурмаң вә қойған мәхситиңизгә йетәлмисиңизму, өз гөшиңизни өзүңиз йемәң. Йәһва Худа сиздин қолуңиздин кәлмәйдиған ишларни тәләп қилмайду (Зәб. 103:13, 14). Әгәр бирсиниң хорлуғиға дуч кәлгән болсиңиз, буниң үчүн өзүңизни әйиплимәң. Сизниң буниңда һеч гунайиңиз йоқ! Худайимиз шундақ адәмләрни сотқа тартидиғанлиғини унтумаң (Пет. 1-х. 3:12). Балилиқ чеғида зораванлиққа учриған Сандра дайим Йәһваға: «Сән маңа қандақ адәм дәп қарисаң, өзүмгә дәл шундақ қарашқа ярдәм бәргинә»,— дәп дуа қилиду.

7. Баштин кәчүргәнлиримиз Йәһва Худаға хизмәт қилишта қандақ пайдилиқ болуши мүмкин?

7 Йәһва Худаниң сиз арқилиқ башқиларға ярдәм беридиғанлиғиға һеч гуманланмаң. У сизгә Өзи билән хизмәтдаш болуш шан-шәривини соға қилди (Кор. 1-х. 3:9). Бешиңиздин өткән қийинчилиқлар сәвәвидин, охшаш әһвалға чүшүп қалғанларни техиму яхши чүшинәләйсиз вә уларға ярдәм берәләйсиз. Хелен керәклик ярдәмни елип, һазир өзиму башқиларға ярдәм берәләйду. У мундақ дәйду: «Бурун мән өзүмни һечнемигә яримас дәп ойлап жүргән. Лекин Йәһва Худа мени бағриға бесип, башқиларға ярдәм бериш үчүн қоллинип, қәдир-қиммитимни көтәрди». Хелен һазир хошаллиқ билән пионер болуп хизмәт қиливатиду.

ЙӘҺВА БИЗНИ КӘЧҮРГӘНЛИГИГӘ ИШИНИШИМИЗНИ ХАЛАЙДУ

8.Йәшая 1:18-айәттики сөзләр бизни немигә ишәндүриду?

8 Бәзи қериндашлар чөмдүрүлүштин авал яки кейин қилған гуналири үчүн пушайман қилип, мошу кәмгичә өз гөшини өзлири йәйду. Бирақ Йәһва Худа бизни яхши көргәнликтин, төләмни бәргәнлигини унтумайли. У бизниң мошу соғини қобул қилишимизни халайду. Йәһва Худа билән мәсилимизни һәл қилғандин c кейин, У гуналиримизни әнди һечқачан әскә алмайду (Йәшая 1:18ни оқуң). Лекин У мәңгү есидә сақлайдиған бир нәрсә бар. Бу — бизниң яхши ишлиримиз (Зәб. 103:9, 12; Ибр. 6:10).

9. Немә үчүн биз өтмүштә қилған гуналиримиз һәққидә қайта-қайта ойлимаслиғимиз керәк?

9 Әгәр өтмүштә қилған ишлириңизға пушайман қилсиңиз, диққитиңизни һазир қиливатқан вә келәчәктә қилалайдиған ишларға қаритиң. Өз вақтида Паулму мәсиһийләргә зиян-зәһмәт йәткүзгәнлигә өкүнгән, лекин у Йәһваниң уни кәчүргәнлигини билгән (Тим. 1-х. 1:12—15). Паул өтмүштә қилған гуналири тоғрилиқ қайта-қайта ойлавәргәнму? Яқ. Өз вақтида абройлуқ пәрисий сүпитидә йәткән утуқлирини унтуп қалғандәк, у өткүзгән хаталиқлириниму ойлап жүрмигән (Флп. 3:4—8, 13—15). Униң орниға, у хизмитини җан-җигәри билән атқуруп, диққитини келәчәккә ағдурған. Сизму өтмүшни өзгәртәлмәйсиз. Амма һазирқи вәзийитиңиздә Йәһва Худани мәдһийиләп, Уни хошал қилалайсиз. Шундақла У вәдә қилған әҗайип бәрикәтләр тоғрилиқ ойлансиңиз болиду.

10. Өтмүштики ишлиримиз бириниң жүригини қаттиқ ағритса, немә қилалаймиз?

10 Бәлким, ишлириңиз бириниң жүригини қаттиқ ағритип қойғанлиғиға пушайман йәватқансиз. Шундақ болса, чин жүрәктин кәчүрүм сораң вә шу кишиниң көңлини ясаш үчүн бар күчиңизни селиң (Кор. 2-х. 7:11). «Мән рәнҗиткән адәмгә ярдәм бәргинә» дәп дуа қилиң. Худа униңғиму, сизгиму көңүл арамлиғиға қайта еришишкә вә Униңға давамлиқ хизмәт қилишқа ярдәм берәләйду.

11. Юнус пәйғәмбәрниң мисалидин немиләрни үгинәләймиз? (Муқавидики рәсимгиму қараң.)

11 Қилған хаталиқлириңиздин үгиниң вә Йәһва сизгә мәйли қандақ тапшуруқ бәрсун, уни орунлашқа тәйяр болуң. Юнус пәйғәмбәрниң мисалини көрүп чиқайли. Худа униңға Нинәвәһ шәһиригә беришни буйриған еди. Пәйғәмбәр Йәһва Худаға бойсунмай, қарши тәрәпкә қечип кәткән. Бирақ Йәһва өз пәйғәмбирини түзәткәндә, у хаталиғидин савақ алған (Юнус 1:1—4, 15—17; 2:7—10). Йәһва Худа Юнус пәйғәмбәрдин ваз кәчтиму? Яқ, Худа униңға қайтидин Нинәвәһкә беришни буйриған. Бу қетим Юнус Йәһва Худаниң сөзигә дәрру қулақ салған. Гәрчә у қилған хаталиғиға ечинсиму, Йәһва бәргән тапшуруқтин баш тартмиған (Юнус 3:1—3).

Юнус пәйғәмбәр чоң белиқниң ичидин чиққандин кейин Йәһва Худа униңға Нинәвәһкә берип Униң хәвирини йәткүзүшни ейтти (11-абзацқа қараң)


ЙӘҺВА МУҚӘДДӘС РОҺ АРҚИЛИҚ ТӘСӘЛЛИ БЕРИДУ

12. Чидиғусиз синаққа дуч кәлсиңиз, Йәһва Худа қандақ қилип сизгә тинч-хатирҗәмликни бериду? (Филипиликләргә 4:6, 7)

12 Һаятимизда қандақту бир қайғу-һәсрәт йүз бәрсә, Йәһва Худа муқәддәс роһи арқилиқ бизгә тәсәлли бериду. Рон вә Кэрол исимлиқ әр-аялниң мисалини көрүп чиқайли. Ечинарлиғи, уларниң оғли өз-өзигә қол салди. Улар мундақ дәйду: «Биз нурғун қийинчилиқларни баштин кәчүрдуқ, бирақ буниңдин ешип чүшидиған қайғу йоқ. Кирпик қақмай өткән кечилири дуа қилип, Филипиликләргә 4:6, 7-айәтләрдә (оқуң) тилға елинған тинч-хатирҗәмликни һәқиқәтән сәздуқ». Әгәр сизму чидиғусиз синаққа дуч кәлсиңиз, Худаға ич-бағриңизни төкүң. Мәйли қанчилик узақ яки пат-пат дуа қилсиңизму, Йәһва сизни тиңшайду (Зәб. 86:3; 88:1). Йәһва Худадин муқәддәс роһни сораң, У сизгә чоқум ярдәм бериду (Луқа 11:9—13).

13. Муқәддәс роһ Йәһва Худаға садиқ хизмәт қилишимизға қандақ ярдәм берәләйду? (Әфәсликләргә 3:16)

13 Еғир синаққа учрап һалсизлинип қалдиңизму? Муқәддәс роһ Йәһва Худаға давамлиқ садиқ хизмәт қилишиңизға күч берәләйду (Әфәсликләргә 3:16ни оқуң). Флора қериндишимиз йолдиши билән миссионер болуп хизмәт қилғанда, йолдиши вапасизлиқ қилип, улар аҗришип кәтти. Флора мундақ дегән: «Униң сатқунлиғи җенимға петип, ич-ичимдин көйүп кәттим. Мән дуа қилип, Худадин буниңға чидаш үчүн муқәддәс роһ соридим. Дәсләптә буниңға чидаш мүмкин әмәстәк көрүнсиму, Йәһва Худа дәрдимгә дәрман болуп, бу синақтин өтүшүмгә ярдәм бәрди». Флора Йәһва Худаниң ярдими билән Униңға көпирәк тайинишни үгәнгәнлигини ейтти. У Йәһваниң уни һәрқандақ синақта қалдурмайдиғанлиғиға ишәнчи камил. Кейин у мундақ дегән: «Зәбур 119:32дики сөзләр һис-туйғулиримни тәсвирләйду. Бу айәттә: “Вәсийәтләр йолиға интилимән, чүнки Сән қәлбимни кәңәйттиң”,— дәп йезилған».

14. Муқәддәс роһниң бизгә ярдәм қилишиға қандақ йол қоялаймиз?

14 Дуада муқәддәс роһ сориғандин кейин, униңға еришиш үчүн немә қилсиңиз болиду? Худаниң роһиға ериштүридиған ишлар билән шуғуллиниң. Мәсилән, җамаәт учришишлириға һәм вәз хизмитигә қатнишиң. Муқәддәс китапни һәр күни оқуп, Йәһва Худаниң көзқариши тоғрилиқ чоңқур ойлиниң (Флп. 4:8, 9). Худа Сөзини оқуватқанда, Йәһва қедимдики хизмәтчилириниң синақларға бәрдашлиқ беришигә қандақ ярдәм бәргәнлигигә көңүл бөлүң. Жуқурида тилға елинған Сандраниң һаятида җапа-мәшәқәт вә дәрт-һәсрәтләр көп болған. У мундақ дәйду: «Маңа Йүсүпниң үлгиси дайим илһам берип кәлди. У адаләтсизлик вә синақларниң уни Йәһва Худадин жирақлаштурушиға йол қоймиған» (Ярит. 39:21—23).

ЙӘҺВА БИЗГӘ ЕТИҚАТДАШЛАР АРҚИЛИҚ ИЛҺАМ-МӘДӘТ БЕРИДУ

15. Биз үчүн ким вә қандақ қилип яр-йөләк болалайду? (Рәсимгиму қараң.)

15 Қийин вақитларда етиқатдашлиримиз бизгә яр-йөләк болиду (Кол. 4:11). Йәһва Худа улар арқилиқ бизгә Өзиниң қанчилик көйүмчан екәнлигини көрситиду. Етиқатдашлар бизни көңүл қоюп тиңшап, қешимизда тирәк болуп туриду. Улар жүригимизни бәзләйдиған айәтләрни ейтип бериши яки биз билән биллә дуа қилиши мүмкин d (Рим. 15:4). Қериндашларниң бири Йәһва Худа вәзийитимизгә қандақ қарайдиғанлиғини есимизға салғанда, бираз йениклишип қалимиз. Шундақла күчимиз болмай қалғанда, қериндашлиримиз тамақ елип келиши яки башқа ишларни қилип бериши мүмкин.

Иман-етиқатта йетилгән һәқиқий достлар ярдәм вә тәсәлли берәләйду (15-абзацқа қараң)


16. Башқиларниң ярдимигә еришиш үчүн немә қилалаймиз?

16 Башқилардин уялмай ярдәм соришимиз керәк. Қериндашлиримиз бизни яхши көриду вә бизни қоллап-қувәтләшни халайду (Пәнд н. 17:17). Лекин улар ич-сиримизни вә немигә муһтаҗ екәнлигимизни билмәслиги мүмкин (Пәнд н. 14:10). Әгәр көңүл дәрдиңиз болса, роһий җәһәттин пишип йетилгән яхши достлириңизға ейтип бериң. Сизгә қандақ ярдәм керәклигини уларға ейтиң. Бәлким, ичиңиздикини әркин-азадә ейталайдиған бир-икки ақсақал билән сөзлишидиғансиз. Бәзи аял қериндашлар пишип йетилгән аял қериндаш билән параңлашқандин кейин, йениклишип қалған.

17. Башқиларниң бизни илһамландурушиға немә тосалғу қилиши мүмкин вә уни қандақ йәңсәк болиду?

17 Өзүңизни башқилардин қачурмаң. Бәлким, көңлүңиз бәк йерим болғачқа, башқилар билән арилишишни халимайдиғансиз. Бәзидә етиқатдашлириңиз сизни натоғра чүшинип қелиши яки көңлүңизни ағритип қойидиған сөзләрни ейтип қоюши мүмкин (Яқуп 3:2). Шундақ болсиму, улардин жирақлашмаң, чүнки улар арқилиқ Йәһва Худа сизгә илһам берәләйду. Депрессиядин қийнилип жүргән Гевин дегән ақсақал: «Көпинчә вақитларда мән достлирим билән параңлишишни яки улар билән вақит өткүзүшни халимаймән»,— дәйду. Амма Гевин достлири билән арилишиш үчүн күч чиқарғанлиқтин, өзини яхширақ һис қилиду. Қериндишимиз Эми мундақ дәйду: «Бешимдин өткәнләр сәвәвидин башқиларға ишинәлмәймән, лекин Йәһва Худани үлгә қилип, мәнму етиқатдашлиримни яхши көрүшни вә уларға ишинишни үгиниватимән. Шундақ қилғинимда, Худайимни хошал қилимән, өзүмму бәхитлик болимән».

ЙӘҺВА ХУДАНИҢ ВӘДИЛИРИДИН ТӘСӘЛЛИ ЕЛИҢ

18. Биз келәчәктин немини күтимиз вә һазирниң өзидә немә қилалаймиз?

18 Биз келәчәккә ишәнч билән қараймиз. Чүнки пат йеқинда Йәһва Худа дәртлиримизниң һәммисини йоқ қилип, җенимизниму, тенимизниму пүтүнләй сақайтиду (Вәһ. 21:3, 4). Шу чағда бешимиздин өткән яман нәрсиләр «әскә кәлмәйду» (Йәшая 65:17). Көрүп чиққинимиздәк, Йәһва Худа һазирниң өзидә бизни бәзләп, илһам-мәдәткә еришишимиз үчүн бизгә нурғун нәрсиләрни бериду. Йәһваниң ярдәм қолини қобул қилиң вә Униң сизгә ғәмхорлуқ қилидиғанлиғиға қилчиму гуманланмаң (Пет. 1-х. 5:7).

23-НАХША Йәһва — бизниң күчимиз

a Бәзи исимлар өзгәртилгән.

b « Йәһва Худа сизни қәдирләйду» дегән рамкиға қараң.

c Йәһва билән аримиздики мәсилини һәл қилиш үчүн товва қилғанлиғимизни дәлиллишимиз, йәни Униңдин кәчүрүм сорап, жүрүш-турушимизни өзгәртишимиз муһим. Еғир гуна қилип қойсақ, җамаәттики ақсақаллардин ярдәм соришимиз керәк (Яқуп 5:14, 15).

d «Һаятимизға керәк айәтләр» (рус) «Әнсирәш» вә «Илһам-мәдәт» дегән мавзуларға қараң.