Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ТӘТҚИҚ ҚИЛИШ УСУЛЛИРИ

Асасий ойларни тәкрарлаш

Асасий ойларни тәкрарлаш

Сиз үчүн ахирқи қетим немини тәтқиқ қилғиниңизни әскә елиш қийин боламду? Бәзи вақитларда һәммимиз шундақ әһвалда болимиз. Немә қилишқа болиду? Асасий мавзуларни тәкрарлаң.

Үгинишни өткүзүватқанда бираз тохтап, үгәнгәнлириңиз үстидин ойлинишқа тиришиң. Әлчи Паулниң мисалини көрүп бақайли. У униң хетини оқуватқанларни мундақ үгәткән: «Әнди ейтқанлиримизниң асасий нуқтиси шуки» (Ибр. 8:1). Мошу усулда у уларға язғанлириниң мәнасини вә ойларниң бағлинишини чүшинишкә ярдәм бәргән.

Асасий ойлар үстидин ойлинишқа үгинишниң ахирқи он минутини қоллансиңиз болиду. Әгәр асасий ойни есиңизгә алалмисиңиз, үгәнгән мәлуматниң кичик мавзулирини яки һәрбир абзацниң биринчи җүмлисини оқуп чиқиш ярдәм беридиғанду. Сизгә йеңи болған мәлуматни оқуғанда, уни өз сөзиңиз билән чүшәндүрүшкә тиришиң. Үгәнгәнлириңиз үстидин қайта ойлансиңиз, асасий ойларни есиңиздә сақлашқа асанирақ болиду. Шундақла сиз уларни һаятиңизда қандақ қоллинишни яхширақ чүшинисиз.