Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Оқурмәнләрниң соаллири

Оқурмәнләрниң соаллири

Сулайман қурған ибадәтханиниң айвани қанчилик егиз болған?

Қедимда Ибадәтханиниң муқәддәс җайиға айван арқилиқ киришкә болатти. Муқәддәс китапниң 2023-жилдин бурун чиққан инглизчә «Йеңи дуния тәрҗимисидә» «өйниң алдидики дәһлизниң узунлиғи өйниң кәңлигигә мувапиқ 20 җәйнәк, егизлиги 120» болғанлиғи йезилған (Тар. 2-яз. 3:4). Башқа тәрҗимиләрдә болса, «егизлиги бир йүз жигирмә гәз еди» дәп йезилған. Ундақ болса, у 53 метр егиз болған еди!

Лекин 2023-жилиниң инглиз тилидики «Йеңи дуния тәрҗимисидә» Сулайман қурған ибадәтханиниң айвани «20 җәйнәк егиз», йәни егизлиги тәхминән 9 метр болған дәп йезилған a. Мошу өзгиришниң бәзи сәвәплирини көрүп чиқайли.

Падишалар 1-язма 6:3-айәттә айванниң егизлиги тилға елинмиған. Бу китапни язған Йәрәмия пәйғәмбәр айванниң узунлиғи вә кәңлигини тилға елип, лекин униң егизлиги һәққидә ейтмиған. Кейинки бапта у Ибадәтханини тәпсилий тәсвирләп, мистин ясалған деңиз, он һарву вә айванниң алдида турған икки мис түврүк тоғрилиқ язған (Пад. 1-яз. 7:15—37). Әгәр айванниң егизлиги һәқиқәтән 50 метрдин ошуқ болуп, Ибадәтханиниң башқа қисимлиридин егиз турған болса, Йәрәмия чоқум бу тоғрисида ейтқан болаттиғу?! Әсирләр өтүп ибраний тарихчиларму Ибадәтханиниң айвани униң башқа бөләклиридин егиз болмиғанлиғи һәққидә язған.

Айванниң егизлиги растинла 120 җәйнәк болған болса, Ибадәтхана тамлири уни туталаттиму? Қедимий заманларда таш яки хиштин ясалған беналар, мәсилән Мисирдики ибадәтхана дәрвазисиниң һули кәң болуп, жуқурлиғансири тар келәтти. Лекин Сулайманниң ибадәтханиси башқичә болған. Алимларниң ойлишичә, Ибадәтхана тамлириниң қелинлиғи 6 җәйнәк, йәни 2,7 метр болған. Архитектура саһасидики тарихчи Теодор Бусинк мундақ хуласигә кәлди: «Айван тамлириниң қелинлиғиға қариғанда, [егизлиги] 120 җәйнәк болуши мүмкин әмәс».

Тарихнамә 2-язма 3:4-айәт көчүрүлгәндә, хаталиқ киргүзүлгән болуши мүмкин. Бәзи қедимий қолязмиларда бу айәттә «120» дәп йезилған болсиму, бәшинчи әсирдики «Александрия кодекси» билән алтинчи әсирдики «Амбросиян кодексида» «20 җәйнәк» дәп йезилған. Ундақта, көчүргүчи немә үчүн «120» дәп язған болуши мүмкин? Ибраний тилида «җәйнәк» вә «йүз» дегән сөзләрниң йезилиши охшаш болған. Шуңа көчүргүчи хаталишип, «җәйнәк» дәп йезишниң орниға «йүз» дәп йезип қойған болуши мүмкин.

Әлвәттә, биз Сулайман салған ибадәтханиниң қандақ болғанлиғини яхширақ чүшинип, уни тоғра тәсвирләшкә тиришимиз. Лекин әң муһими, биз униң немини билдүридиғанлиғиға көпирәк диққәт қаритишимиз керәк. Сулайманниң ибадәтханиси улуқ роһий ибадәтханини билдүриду. Йәһва Худа Өз хизмәтчилирини шу символлуқ ибадәтханида Униңға ибадәт қилишқа тәклип қилғанлиғиға бәк миннәтдармиз! (Ибр. 9:11—14; Вәһ. 3:12; 7:9—17)

a Бу айәттики изаһәттә мундақ дейилгән: «Бәзи қедимий қолязмиларда “120” дәп йезилса, башқилирида вә Муқәддәс китапниң бәзи тәрҗимилиридә “20 җәйнәк” дәп йезилған».