Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Сиз биләмсиз?

Сиз биләмсиз?

Қедимий Исраилда музыка қанчилик муһим болған?

ҚЕДИМИЙ исраилларниң мәдәнийитидә музыка бәк муһим орунда болған. Муқәддәс китапта музыкилиқ әсвапларни чалған вә нахша ейтқан адәмләр тоғрилиқ нурғун қетим йезилған. Әслидә, Муқәддәс Язмиларниң ондин бир қисми нахшилардин ибарәт. Мәсилән, Күйләрниң-күйи, Йәрәмияниң жиғиси вә Зәбур китаплири нахша шәклидә йезилған. Қедимий заман тоғрилиқ бир китапта мундақ дейилгән: «Исраилларниң һаятида музыкиниң муһим болғанлиғи шунчә — улар күндилик турмушини униңсиз өткүзәлмәтти» (Music in Biblical Life).

Музыкиниң турмуштики орни. Исраиллар саз әсваплирини челиш вә нахша ейтиш арқилиқ өз һис-туйғулирини ипадиләтти (Йәшая 30:29). Мәсилән, йеңи падиша тәхткә олтарғанда, әскәрләр җәңдә ғәлибә қазинип қайтқанда вә һәрхил һейтларда аяллар дап челип, нахша ейтип, усул ойнатти (Һак. 11:34; Сам. 1-яз. 18:6, 7; Пад. 1-яз. 1:39, 40). Шундақла исраиллар бирси өлгәндә, матәм нахшилирини ейтатти (Тар. 2-яз. 35:25). «Макклинток вә Стронгниң» энциклопедиясидә ейтилғандәк, «еврейларниң музыкиға йеқин хәлиқ болғанлиғи сөзсиз».

Музыкиниң падиша сарийидики орни. Исраил падишалири саз-нахшиларни тиңшашни яхши көрәтти. Мәсилән, Саул падиша Давутни саз челип бериши үчүн өз ордисиға чақирған (Сам. 1-яз. 16:18, 23). Кейин Давут өзи падиша болғанда, саз әсваплирини ойлап чиқарған, чирайлиқ нахшиларни иҗат қилған вә оркестр қурған. Бу оркестр Йәһва Худаниң ибадәтханисида һәрхил сазларни челип, нахша ейтқан (Тар. 2-яз. 7:6; Амос 6:5). Сулайманниң падиша сарийида нахшичи қиз-жигитләр болған (Вәз 2:8).

Музыкиниң ибадәттики орни. Әң муһими, исраиллар Йәһва Худаға ибадәт қилғанда нахша ейтип, саз чалған. Мәсилән, Йерусалимдики ибадәтханида саз әсваплирини челип, нахша ейтидиған 4000 адәм болған (Тар. 1-яз. 23:5). Улар чилтарлар, дап-думбақ, канай вә һәрхил тарлиқ сазларни чалатти (Тар. 2-яз. 5:12). Башқа кишиләрму Йәһва Худани музыка билән мәдһийилигән. Нурғун исраиллар ибадәт қилиш үчүн Йерусалимға кетиватқанда, нахшиларни ейтип маңатти. Улар «Көтирилиш нахшилири» дәп аталған (Зәб. 120—134). Буниңдин башқа, Йәһудийларниң язмилириға мас, исраиллар Өтүп кетиш һейтида «Халлел нахшилирини» a ейтқан.

Бүгүнму Худаниң хизмәтчилири үчүн музыка интайин муһим (Яқуп 5:13). Нахша ейтиш — ибадитимизниң бир қисми (Әфәс. 5:19). Музыка Худа хәлқиниң инақлиғини мәһкәм қилиду (Кол. 3:16). Шундақла биз қийинчилиқларға учриғанда, музыка бизгә күч бериду (Әлч. 16:25). Һәқиқәтән, нахша ейтиш вә саз челиш — Йәһва Худаға ишинидиғанлиғимиз вә Уни яхши көридиғанлиғимизни көрситишниң әҗайип бир йоли.

a Йәһудийлар Зәбур 113—118 бапларни «Халлел нахшилири» дәп атап, бу нахшиларни Йәһва Худани мәдһийиләш үчүн ейтқан.