41-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
5-НАХША Мәсиһ — бизниң үлгимиз
Әйсаниң йәрдики ахирқи 40 күнидин савақ алайли
«Улар уни 40 күн уда көрди һәм у уларға Худаниң Падишалиғи һәққидә ейтип бәрди» (ӘЛЧ. 1:3).
АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР
Әйса тирилгәндин кейин 40 күн ичидә немиләрни қилған вә биз униңдин қандақ савақ алалаймиз?
1, 2. Әйсаниң икки шагирти Емаусқа қарап маңғанда улар билән қандақ вақиә болған?
МИЛАДИ 33-жили, 16-нисан күни. Әйсаниң шагиртлири қаттиқ қайғуға петип, уларни қорқунуч чирмавалған. Икки шагирти Йерусалимдин чиқип, 11 чақирим жирақлиқта орунлашқан Емаус йезисиға қарап маңған. Улар Мәсиһ Исраил хәлқи үчүн карамәт ишларни қилиду дәп күткән, амма устази Әйса өлтүрүлгәнликтин, уларниң үмүти битчит болғандәк көрүнгән. Лекин кейин улар күтмигән бир иш йүз бәргән.
2 Йолда улар бир кишини учраштуруп, биллә маңди. Чүшкүнлүккә берилгән шагиртлар шу кишигә устази Әйса билән немә болғанлиғини ейтип бәргән. Баяқи киши шагиртларға унтулмас әслимә қалдурған ойларни ейтишқа башлиған. У «Мусадин һәм барлиқ пәйғәмбәрләрдин тартип», Мәсиһниң немә үчүн азап чекип, өлтүрүлүши керәклигини чүшәндүрүп бәрди. Андин үчилиси Емаусқа йәткәндә, шагиртлар шу кишиниң тирилгән Әйса Мәсиһ екәнлигини чүшиниду. Улар Мәсиһниң һаят екәнлигини чүшәнгәндә, қанчилик хошал болғанлиғини тәсәввур қилип көрүңа! (Луқа 24:13—35)
3, 4. Әйсаниң шагиртлириға немә болған вә бу мақалидә биз немиләрни көрүп чиқимиз? (Әлчиләр 1:3)
3 Әйса йәрдә болған ахирқи 40 күн ичидә шагиртлириға көп қетим көрүнгән (Әлчиләр 1:3ни оқуң). Әйсаниң қайғуға толған вә қорқуп жүргән шагиртлири шу 40 күн ичидә хошаллиққа толуп, җасарәт билән Худа тоғрисида хуш хәвәрни ейтишқа вә тәлим беришкә тәйяр болған a.
4 Биз Әйсаниң шу 40 күн ичидә қилған ишлиридин көп савақ алалаймиз. Әйса шу вақит ичидә 1) шагиртлирини илһамландурған, 2) Муқәддәс китапта йезилғанларни чоңқурирақ чүшинишигә ярдәм бәргән вә 3) уларға келәчәктики вәзипилирини яхши атқурушни үгәткән. Бу мақалидә биз Әйсани қандақ доралайдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз.
БАШҚИЛАРНИ ИЛҺАМЛАНДУРУҢ
5. Немә үчүн Әйсаниң шагиртлири илһамға муһтаҗ еди?
5 Әйсаниң шагиртлири илһамға муһтаҗ болған. Немә үчүн? Чүнки уларниң бәзилири Әйсаға әгишиш үчүн өйини, уруқ-туққанлирини вә ишини ташлап кәткән еди (Мәт. 19:27). Йәнә бәзилири Әйсаға әгәшкәнлиги үчүн адаләтсиз муамилигә учриған (Йоһ. 9:22). Шагиртлар Әйсаниң Мәсиһ екәнлигигә ишәнгәнликтин, өз һаятини өзгәртип, азап чекишкә тәйяр болған (Мәт. 16:16). Амма Әйса өлтүрүлгәндин кейин, улар үмүтсизлинип, немә қиларини билмәй қалған.
6. Әйса Мәсиһ тирилдүрүлгәндин кейин немә иш қилған?
6 Әйса Мәсиһ шагиртлириниң униң өлүп кәткәнлигидин интайин қайғуридиғанлиғини билгән. Бирақ у улар роһий җәһәттин аҗизлишип қалғанлиқтин қайғуриватиду дәп ойлимиған. Әксичә, Әйса бу адәттики нәрсә екәнлигини чүшәнгән. Шуңа, у тирилгән күнидин башлап достлирини илһамландурушқа башлиған. Мәсилән, Әйса қәбирниң сиртида туруп жиғлаватқан мәҗдалалиқ Мәрийәмгә көрүнгән (Йоһ. 20:11, 16). Кейин жуқурида тилға елинған икки шагиртқа, андин Петрусқа көрүнгән еди (Луқа 24:34). Биз Әйсаниң үлгисидин немигә үгинәләймиз? Келиң, Әйса мәҗдалалиқ Мәрийәмгә көрүнгәндә немә болғанлиғини көрүп чиқайли.
7. Йоһан 20:11—16 айәтләргә мас, Әйса Мәсиһ Мәрийәмниң немә қиливатқанлиғини көрди вә униң үчүн немә қилди? (Рәсимгиму қараң.)
7 Йоһан 20:11—16ни оқуң. 16-нисан күни таң сәһәрдә бирнәччә аяллар Әйса Мәсиһниң қәбригә кәлгән (Луқа 24:1, 10). Уларниң арисида мәҗдалалиқ Мәрийәмму болған. Мәрийәм қәбиргә кәлгәндә, униң бош екәнлигини көргән. Андин у Петрус билән Йоһанға чапсан берип, болған вақиәни ейтип бериду, кейин үчилиси қайтидин шу йәргә жүгүрүп бариду. Әйсаниң сүйиги һәқиқәтән қәбирдә йоқ екәнлигини көрүп, икки шагирт өйлиригә қайтип кәткән. Мәрийәм болса, шу йәрдә қелип, жиғлап турған. Шу чағда Әйсаниң һәммини көрүп турғанлиғини у нәдин билсун?! Әйса бу садақәтмән аялниң көз йешини көрүп, ичи ағрип кәтти. Шуңа Мәрийәмни илһамландуруш үчүн Әйса униңға көрүнүп, униң билән сөзләшти. Буниңдин башқа, Әйса униңға муһим бир тапшуруқни бәргән. Ениғирақ ейтқанда, өзиниң тирилгәнлигини шагиртлириға йәткүзүшни тапшурған (Йоһ. 20:17, 18).
8. Әйсадин қандақ үлгә алалаймиз?
8 Биз Әйсадин қандақ үлгә алалаймиз? Әйсаға охшаш, бизму етиқатдашлиримизни Йәһва Худаға давамлиқ хизмәт қилишқа дәвәт қилалаймиз. Буниң үчүн уларниң қийинчилиқлирини байқап, уларни чүшинишкә вә илһамландурушқа тиришишимиз керәк. Буниң муһимлиғини Джослин қериндишимизниң вақиәси көрситиду. Униң сиңли ечинишлиқ вақиәдә вапат болди. Джослин мундақ деди: «Көп айлар өткәндин кейинму, бу қайғудин һошимни жиғалмидим. Амма буни байқиған бир әр-аял мени меһманға чақирип, зәң қоюп тиңшап, Йәһваниң көз алдида қәдирлик екәнлигимгә ишәндүрди. Мән боран-чапқун чиққан деңизниң оттурисида қалғандәк болдум. Бирақ Йәһва Худа шу җүпни қоллинип, мени қутулдуруп қалди. Улар Худаға қайтидин хизмәт қилиш ихтияримни ойғатти». Бизму башқилар ич-бағрини төккәндә диққәт қоюп тиңшиғанда, уларни илһамландуралаймиз вә Йәһва Худаға қизғинлиқ билән хизмәт қилишиға ярдәм берәләймиз (Рим. 12:15).
БАШҚИЛАРНИҢ ХУДА СӨЗИНИ ЧҮШИНИШИГӘ ЯРДӘМ БЕРИҢ
9. Әйсаниң шагиртлири қандақ қийинчилиққа дуч кәлгән вә Әйса уларға қандақ ярдәм бәргән?
9 Әйсаниң шагиртлири Худаниң Сөзигә ишинип, униңға әмәл қилишқа тиришқан (Йоһ. 17:6). Әйсаниң немә үчүн җинайәтчи сүпитидә өлтүргәнлигини чүшиниш шагиртларға қийин болған. Әйса уларниң ишәнчиси бар екәнлиги вә Йәһва Худани яхши көргәнлигини билгән. Бирақ улар Язмиларни толуқ чүшәнмигән еди (Луқа 9:44, 45; Йоһ. 20:9). Шуңа у шагиртлириға Язмиларни яхширақ чүшинишкә ярдәм бәргән. Мәсилән, Әйса Емаусқа кетип барғанда икки шагиртиға чоңқур ойлинишқа ярдәм бәргән.
10. Әйса шагиртлириға өзиниң һәқиқий Мәсиһ екәнлигини чүшинишкә қандақ ярдәм бәргән? (Луқа 24:18—27)
10 Луқа 24:18—27ни оқуң. Диққәт қилсақ, Емаусқа кетип барған шагиртлириға көрүнгәндә, Әйса өзиниң ким екәнлигини бирдин ейтмай, уларға соалларни қойди. Немә үчүн? Бәлким, у шагиртлириниң қандақ ойда екәнлигини билгүси кәлгән. Улар Мәсиһниң Исраил хәлқини римлиқларниң қуллуғидин азат қилидиғанлиғини күтүп жүргәнлигини ейтқан еди. Шагиртлар немидин әнсирәватқанлиғини ейтқандин кейин, Әйса Язмиларни қоллинип, пәйғәмбәрлик сөзләрни чүшәндүрүп бәргән b. Шу күни кәчтә Әйса башқа шагиртлириғиму бу пәйғәмбәрлик сөзләрниң мәнасини чүшәндүргән (Луқа 24:33—48). Бу вақиәдин немиләрни үгәнсәк болиду?
11, 12. а) Биз Әйса Мәсиһниң Муқәддәс китаптин тәлим бериш усулидин немиләрни үгәнсәк болиду? (Рәсимләргиму қараң.) ә) Норти билән дәрис өтүватқан бурадәр униңға қандақ ярдәм бәрди?
11 Биз Әйсадин қандақ үлгә алалаймиз? Биринчидин, үгәнгүчиниң ой-пикирлири вә һис-туйғулирини ипадилишигә ярдәм беридиған орунлуқ соалларни қоюң (Пәнд н. 20:5). Ойини билгәндин кейин, униң әһвалиға лайиқ болидиған айәтләрни тепишиға ярдәм бериң. Лекин үгәнгүчигә тәйяр җавапларни бәрмәң. Униң орниға, уни Муқәддәс китаптики принциплар үстидин ойлинишқа вә уларни һаятида қоллинишқа үгитиң. Келиңлар, Ганада яшайдиған Норти бурадәрниң мисалини көрүп чиқайли.
12 Норти 16 йешида, Муқәддәс китап үгинишини башлиди. Бирақ көп өтмәй өйидикилири униңға қарши чиқти. Униңға Муқәддәс китапни үгинишни давамлаштурушқа немә ярдәм бәрди? Униң билән дәрис өтүватқан бурадәр Мәтта 10-бапни қоллинип, һәқиқий мәсиһийләрниң һәммиси қаршилиқларға учрайдиғанлиғини чүшәндүрүп бәрди. Норти мундақ дәйду: «Өйдикиләр қарши чиқишқа башлиғанда, һәқиқәтни тапқанлиғимға техиму көзүм йәтти». Буниңдин ташқири, бурадәр униңға Мәтта 10:16дики сөзләр үстидин чоңқур ойлинишиға ярдәм бәрди. У дини тоғрилиқ сөзлигәндә, өйидикилиригә иззәт-һөрмәт көрситип сөзлиши керәклигини чүшәнди. Норти чөмдүрүлүштин өткәндин кейин пионер болғуси кәлди. Бирақ дадиси униң университетта оқушини халиди. Шу чағда униң билән дәрис өтүватқан бурадәр немә қилиш керәклигини ейтипла қоймай, униңға соалларни қоюп, Язмилардики принциплар үстидин чоңқур ойлинишиға ярдәм бәрди. Норти немини таллиди? Пионерлиқ хизмәтни. Шуңа дадиси уни өйидин қоғлап чиқти. Норти қилған қарариға пушайман қилдиму? У мундақ дәйду: «Мән дурус қарар қилғинимға қилчиму гуман қилмаймән». Бизму башқиларға Язмилар үстидин ойлинишқа ярдәм бәрсәк, улар һәқиқәттә чиң туруп қалалайду (Әфәс. 3:16—19).
БУРАДӘРЛӘРГӘ «ҺӘДИЙӘ» БОЛУП ҚЕЛИШИҒА ЯРДӘМ БЕРИҢ
13. Атиси тапшурған иш давамлишиши үчүн Әйса немә қилған? (Әфәсликләргә 4:8)
13 Әйса йәрдә болғанда, Атиси униңға ейтқанларниң һәммисини орунлиған (Йоһ. 17:4). Бирақ Әйса Йәһва Худа тапшурған ишни пәқәт мәнла дурус қилалаймән дегән ойда болмиған. Әйса Мәсиһ йәрдә үч йерим жил хизмәт қилғанда, башқиларға вәз қилишни үгәткән. Асманға кетиштин авал, у шагиртлириға вәз қилиш вә тәлим бериш ишида рәһбәрликни өз қолиға елишни вә Йәһваниң бебаһа қойлириға ғәмхорлуқ қилишни тапшурған. Рәһбәрликни өз қолиға алған бәзи шагиртлар бәлким техи оттуз яшқа кирмигән еди (Әфәсликләргә 4:8ни оқуң). Әйса йәрдики ахирқи 40 күнини бу тиришчан вә садақәтмән әр кишиләрниң «һәдийә» болуп қелишиға ярдәм бәргән. Қандақларчә?
14. Әйса Мәсиһ шагиртлирини немигә үгәткән? (Рәсимгиму қараң.)
14 Әйса шагиртларға меһрибанлиқ билән, лекин керәк болғанда удул нәсиһәт бәргән. Мәсилән, бәзи шагиртлири униң тирилишигә ишәнмигән. Әйса буниңға сәл қаримай, уларниң гумандин қутулушиға ярдәм бәргән (Луқа 24:25—27; Йоһ. 20:27). У шагиртлириға диққитини пул тепишқа әмәс, Йәһва Худаниң хәлқигә яхширақ ғәмхорлуқ қилишқа қаритиш керәклигини чүшәндүргән (Йоһ. 21:15). Шундақла, өз хизмитини башқиларниңки билән селиштурушниң һаҗити йоқ екәнлигини әскә салған (Йоһ. 21:20—22). Буниңдин ташқири, уларниң Падишалиққа болған бәзибир хата чүшәнчисини тоғрилап, хуш хәвәр ейтишқа көңүл бөлүшигә ярдәм бәргән (Әлч. 1:6—8). Ақсақаллар Әйсадин немигә үгәнсә болиду?
15, 16. а) Ақсақаллар Әйсадин үлгә елиш үчүн немә қилиши керәк? Чүшәндүрүп бериң. ә) Патрикқа нәсиһәт қандақ ярдәм бәрди?
15 Ақсақаллар Әйсадин қандақ үлгә алалайду? Улар бурадәрләрни үгитип, һәтта яшларғиму җамаәттә көпирәк җавапкарлиқни елишқа ярдәм бериши керәк c. Лекин ақсақаллар бурадәрләрниң һәммини бирдин үгинип кетишини күтмәйду. Улар меһрибанлиқ билән нәсиһәт беридиған болса, яш бурадәрләр көпирәк тәҗрибә жиғип, кичик пеил, ишәнчлик болушни үгиниду вә башқиларға хизмәт қилишқа тәйяр болиду (Тим. 1-х. 3:1; Тим. 2-х. 2:2; Пет. 1-х. 5:5).
16 Нәсиһәттин пайда алған Патрик бурадиримизниң мисалиға диққәт қилайли. У яш вақтида, һәтта җамаәттики аял қериндашларғиму һөрмәтсизлик қилип, қопал сөзләтти. Буни байқиған бир ақсақал униңға мулайимлиқ билән удул нәсиһәт бәрди. Патрик мундақ дәп бөлүшти: «Униң маңа бәргән нәсиһитигә хошал болдум. Мән халиған вәзипини башқисиға тапшурғанда, бурун хапа болаттим. Бирақ шу ақсақалниң нәсиһитидин җамаәттә җавапкарлиққа еришишниң әң муһим иш әмәслигини чүшәндим. Кәмтәр болуп, қериндашларға меһир-муһәббәт көрситиш үчүн көпирәк күч чиқиришим керәк екән». Нәтиҗидә, Патрик 23 йешида ақсақал болуп тәйинләнди (Пәнд н. 27:9).
17. Әйса шагиртлириға ишәнч қилғанлиғини қандақ көрсәткән?
17 Әйса Мәсиһ шагиртлириға пәқәт вәз қилишнила әмәс, тәлим беришниму тапшурған (Мәт. 28:20). Бәлким, улар бу ишни атқурушқа өзлирини лайиқ әмәс дәп ойлиғанду. Лекин Әйса шагиртлириниң бу тапшуруқни атқуруш қолидин келидиғанлиғиға һеч гуман қилмиған. Шуңа Әйса ишәнч билән: «Атам мени қандақ әвәткән болса, мәнму силәрни шундақ әвәтимән»,— дәп ейтқан (Йоһ. 20:21).
18. Ақсақаллар Әйсадин қандақ үлгә алалайду?
18 Ақсақаллар Әйсадин қандақ үлгә алалайду? Тәҗрибилик ақсақаллар вәзипилирини башқилар билән бөлүшиду (Флп. 2:19—22). Мәсилән, улар Ибадәт өйини жуюп-тазилаш вә ремонт ишлирида яш бурадәрләрдин ярдәм сориши мүмкин. Ақсақаллар бурадәрләргә бирәр ишни тапшурғандин кейин, уни қандақ қилишни үгитип, бу ишни чоқум тоғра қилидиғанлиғиға гуман қилмайду. Шундақ қилса, бурадәрләргә ишәнч қилидиғанлиғини көрситиду. Йеқинда ақсақал болуп тәйинләнгән Мэтью уни яхши үгитип, униңға толуғи билән ишәнч қилғанлиғи үчүн тәҗрибилик ақсақалларға интайин рази. У мундақ дәйду: «Үгәнгәндә хаталиқлардин қечип қутулалмайсән. Мән хаталашқанда, ақсақалларниң чачлири тик турмай, маңа шу хаталиқлар арқилиқ үгинишкә ярдәм бәрди» d.
19. Биз немә қилишқа бәл бағлидуқ?
19 Әйса Мәсиһ йәрдики ахирқи 40 күни давамида башқиларға илһам вә тәлим бәргән. Келиңлар, униң изидин меңишқа бар күчимизни салайли (Пет. 1-х. 2:21). У бизгә ярдәм беридиғанлиғини ейтип, мундақ вәдә бәргән: «Мән бу заманниң ахириғичә һәрдайим силәр билән биллә болумән» (Мәт. 28:20, ЙД).
149-НАХША Төләм үчүн миннәтдармиз
a Инҗил вә Муқәддәс китапниң башқа китаплирида Әйса тирилгәндин кейин башқиларға көп қетим көрүнгәнлиги йезилған. Мәсилән, мәҗдалалиқ Мәрийәмгә (Йоһ. 20:11—18), башқа аялларға (Мәт. 28:8—10; Луқа 24:8—11), 2 шагиртиға (Луқа 24:13—15), Петрусқа (Луқа 24:34), Томастин башқа әлчилиригә (Йоһ. 20:19—24), Томас вә һәммә әлчиләргә (Йоһ. 20:26), 7 шагиртиға (Йоһ. 21:1, 2), бәш йүздин ошуқ шагиртиға (Мәт. 28:16; Кор. 1-х. 15:6), иниси Яқупқа (Кор. 1-х. 15: 7), әлчиләрниң һәммисигә (Әлч. 1:4), Бәйтанияниң қешидики әлчилиригә (Луқа 24:50—52). Әйса шагиртлириға буниңдин башқа вәзийәтләрдиму көрүнгән болуши мүмкин. Бирақ бу тоғрилиқ Язмиларда йезилмиған (Йоһ. 21:25).
b jw.org торбетидә «Муқәддәс китап тәлимлири» китавиниң 2-бап, 17-абзацида кәлтүрүлгән изаһәттики «Мәсиһ тоғрилиқ пәйғәмбәрлик сөзләр» дегән җәдвәлгә қараң.
c Бәзибир яш ақсақаллар 25-30 яшларда районға җавапкар ақсақал болуп тәйинлиши мүмкин. Лекин авал у ақсақал сүпитидә тәҗрибә топлиши керәк.
d Ақсақаллар яш бурадәрләргә җавапкарлиқни өз үстигә елишқа қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғини «Күзитиш мунари» 2018-жил, август, 14-б., 15—17 абз. вә «Күзитиш мунари» 2021-жил, сентябрь санидики «Яшларни қәдирләң» дегән мақалиләрдин көрәләйсиз.
e СҮРӘТТӘ: Бурадәр униңға Муқәддәс китап үстидин чоңқур ойлинишқа ярдәм қилғандин кейин, үгәнгүчи Рождество оюнчуқлирини ташлаветишни қарар қилди.