Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

39-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Мулайим киши — күчлүк киши

Мулайим киши — күчлүк киши

«Рәббимизниң қули талаш-тартишларға арилашмаслиғи керәк, әксичә һәммиси билән юмшақ. . . тутуши лазим» (ТИМ. 2-Х. 2:24).

21-НАХША Рәһимдил болған бәхитлик

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Иш орнида яки мәктәптә башқилар немә һәққидә сориши мүмкин?

 ХИЗМӘТДИШИҢИЗ яки савақдишиңиз сиздин иман-етиқадиңиз һәққидә сориғанда, өзүңизни қандақ һис қилисиз? Җиддийлишип кетәмсиз? Көпинчимиз шундақ болимиз. Бирақ шундақ соал башқиларниң ой-пикири яки диний етиқади һәққидә чоңқурирақ чүшиниш вә уларға хуш хәвәр һәққидә вәз қилишимизға пурсәт яритиши мүмкин. Бәзи вақитларда бирлири билән талаш-тартиш қилиш үчүн сизгә қарши соал қоюши мүмкин. Шундақ вәзийәттә буниңдин һәйран болмаслиғимиз керәк. Чүнки бәзиләр бизниң иман-етиқадимиз һәққидә хата гәп-сөзләрни аңлиған. Униңдин башқа, биз ахир заманда яшаватимиз (Әлч. 28:22) Бу дәвирдә әтрапимизда мурәссә қилишни халимайдиған вә вәһший адәмләр көп (Тим. 2-х. 3:1, 3).

2. Мулайим болуш немә үчүн бәк муһим?

2 Бәлким, шундақ ойлишиңиз мүмкин: бири иман-етиқадим һәққидә мән билән талаш-тартиш қилишқа башлиғанда, қандақ тәмкин, силиқ-сипайилиқ билән җавап берәләймән? Сизгә мулайимлиқ ярдәм берәләйду. Мулайим киши асанла хапа болмайду вә кишини териктүридиған яки җавап берәлмәйдиған әһвалда өзини тәмкин туталайду (Пәнд н. 16:32). Бәлким, бу аңлимаққа асан көрүнгини билән, қилиш тәс иш дәп һис қилидиғансиз. Ундақта, мулайимлиқни қандақ йетилдүрәләйсиз? Башқилар иман-етиқадиңизға қарши чиқип талаш-тартиш қилғанда, мулайимлиқ билән җавап бериш үчүн немә қилалайсиз? Әгәр пәрзәнтлириңиз болса, уларға өз иман-етиқадини мулайимлиқ билән қоғдашни үгинишигә қандақ ярдәм берәләйсиз? Бирликтә көрүп бақайли.

МУЛАЙИМЛИҚНИ ҚАНДАҚ ЙЕТИЛДҮРҮШКӘ БОЛИДУ?

3. Немә үчүн мулайим кишини аҗиз әмәс, бәлки күчлүк киши дейишкә болиду? (Тимотийға 2-хәт 2:24, 25).

3 Мулайим киши әслидә аҗиз әмәс, бәлки күчлүк кишидур. Бир киши қийин вәзийәткә дуч кәлгәндә, соғ қан болуп, өзини тутувелиши үчүн күч керәк. Мулайимлиқ — муқәддәс роһниң мевисидин бири (Гал. 5:22, 23). «Мулайимлиқ» дәп тәрҗимә қилинған грек сөзи бәзидә көндүрүлгән явайи атни тәсвирләштә ишлитилгән. Явайилиқтин өзгирип яваш болған бир атни көз алдиңизға кәлтүрүп беқиң. У йәнила күчлүк. Ундақта, биз, инсанлар мулайим болуш билән биргә күчлүк болуш үчүн немә қилалаймиз? Буни өзүмизгә тайинип қилалмаймиз. Буни қилишниң бир муһим йоли — Худаниң муқәддәс роһини сорап дуа қилиш вә бу гөзәл пәзиләтни йетилдүрүшимиз үчүн ярдәм сораш. Мулайимлиқни йетилдүргән нурғун Гувачиларниң мисаллири бар. Нурғунлиған Гувачилар қарши чиққучиларға дуч кәлгәндә, мулайимлиқ билән җавап қайтуруп, әтрапида күзитип турғанларға яхши тәсират қалдурған (Тимотийға 2-хәт 2:24, 25ни оқуң). Мулайим болуп, күчлүк адәм екәнлигиңизни қандақ көрситәләйсиз?

4. Исһақниң мисалидин мулайимлиқ һәққидә немиләрни үгинәләймиз?

4 Муқәддәс Язмиларда мулайимлиқниң дайим қиммәтлик бир пәзиләт екәнлигини көрситидиған нурғун үзүндиләр бар. Мәсилән, Исһақниң мисалини көрүп бақайли. У бир мәзгил Филистийә зиминидики Гирар дегән җайда яшиған еди. Әтраптики униңға һәсәт қилидиған хошнилири уни өз атисиниң хизмәтчилири қазған қудуқни ишлитиштин тосқан. Исһақ өзигә тәвә қудуқни сақлап қелиш үчүн улар билән соқушушниң орниға, башқа жирақ бир йәргә көчүп, қудуқларни қазған (Ярит. 26:12—18). Бу қетимму филистийәликләр шу қудуқларниң сүйини өзиниңки дәп җедәл қилған (Ярит. 26:19—25). Шундақ вәзийәттиму Исһақ өзини бесивелип, ишларни тинч билән һәл қилған. Һәтта башқилар униңға шундақ наһәқ муамилә қилғанда, униң мулайимлиқни сақлишиға немә ярдәм бәргән? Наһайити ениқки, у ата-аниси Ибраһим вә Сарәниң еғир бесиқ вә мулайимлиқ роһидин вә ишларни тинч йол билән һәл қилиш усуллиридин көплигән нәрсиләрни үгәнгән (Пет. 1-х. 3:4—6; Ярит. 21:22—34).

5. Қайси мисал ата-аниларниң балилириға мулайимлиқниң интайин муһимлиғини үгитәләйдиғанлиғини көрситәләйду?

5 Ата-анилар, силәрму балилириңларға мулайим болушниң нәқәдәр муһимлиғини үгитәләйсиләр. 17 яштики Максниң мисалини көрүп бақайли. У мәктәптә вә вәз хизмитидә дайим аччиқланған кишиләргә йолуққан. Ата-аниси сәвирчанлиқ билән униң мулайимлиқни йетилдүрүшигә ярдәм бәргән. Улар шундақ дәйду: «Оғлимиз шуни чүшинип йәттики, аччиқлиниш яки зораванлиқ билән инкас қайтуруш асан, бирақ һәқиқий күчлүк адәм өзини тутувалидиған тәмкин адәмдур». Наһайити хошаллинарлиқ йери, Макс мулайим киши болушни үгәнгән.

6. Техиму мулайим болушимизға дуа қандақ ярдәм берәләйду?

6 Һақарәткә учриған вәзийәттә, мәсилән, Худайимизниң исмиға төһмәт қилинғанда яки Муқәддәс Язмилар мәсхирә қилинғанда немә қилалаймиз? Биз чоқум мулайимлиқ билән җавап қайтуруш үчүн Йәһвадин Униң муқәддәс роһини вә әқил-параситини соришимиз керәк. Кейинирәк, әгәр биз өзүмизниң әң яхши усулда тегишлик җавапни бәрмигәнлигимизни һис қилсақ, немә қилсақ болиду? Биз йәнә дуа қилсақ вә техиму яхширақ усулда башқиларға җавап бериш һәққидә ойлансақ болиду. Ундақ қилғинимизда Йәһва бизгә Өз муқәддәс роһини бериду вә аччиғимизни басалайдиған вә мулайимлиқ көрситидиған болимиз.

7. Бәзи қийин вәзийәтләргә дуч кәлгәндә, ядқа еливалған бәзи айәтләр бизгә қандақ ярдәм берәләйду? (Пәнд-нәсиһәтләр 15:1, 18).

7 Бәзи қийин вәзийәтләргә дуч кәлгәндә, тилимизни тизгинлишимизгә ярдәм беридиған бәзи айәтләр бар. Худаниң роһи әшу айәттики сөзләрни есимизгә салиду (Йоһ. 14:26). Мәсилән, Пәнд-нәсиһәт китавидики бәзи принциплар мулайим болушимизға ярдәм бериду (Пәнд-нәсиһәтләр 15:1, 18ни оқуң). Униңдин башқа, Муқәддәс китапта вәзийәт җиддийләшкән вақитта өзүмизни тутувелишниң биз үчүн яхши екәнлиги көрситилгән (Пәнд н. 10:19; 17:27; 21:23; 25:15).

ПӘМ-ПАРАСӘТ МУЛАЙИМ БОЛУШИМИЗҒА ҚАНДАҚ ЯРДӘМ БЕРИДУ?

8. Бир киши иман-етиқадимиз һәққидә соал сориғанда немә үчүн униң соал қоюш сәвәвини ойлап көрүшимиз лазим?

8 Әқил-парасәт бизгә ярдәм берәләйду (Пәнд н. 19:11). Иман-етиқади вә қарши бир вәзийәткә дуч кәлгәндә, пәм-парасәтлик киши өзини тизгинләләйду. Бәзи соаллар яки талаш-тартишлар худди чоңирақ қисми су астида турған муз таққа охшайду. Адәмләр бәзи соалларни сорайду, амма униңда йошурун мәхсәт болуши мүмкин. Шуңа, җавап бериштин бурун шуни әстә сақлишимиз керәкки, кишиниң бу соални қандақ мәхсәттә қойғанлиғиниң сәвәвини билмәслигимиз мүмкин (Пәнд н. 16:23).

9. Әпрайимлиқлар Гидеонға аччиқланғанда, Гидеон өзиниң пәм-парасәтлик вә мулайим киши екәнлигини қандақ көрсәтти?

9 Гидеонниң әпрайимлиқларға қандақ җавап бәргәнлигини көрүп бақайли. Әпрайимлиқлар өзлирини җәңгә чиқишқа балдурирақ чақирмиғанлиғи үчүн Гидеонға аччиқланған еди. Уларниң шундақ аччиқлинип, талаш-тартиш қилишниң һәқиқий сәвәви немә болған? Бәлким, бу уларниң ғуруриға тәгкәнду. Мәйли қандақ болуштин қәтъийнәзәр, Гидеон пәм-парасәтлик болуп, уларниң һис-туйғулирини чүшинишкә вә уларға мулайимлиқ билән җавап беришкә һәрикәт қилған. Нәтиҗиси қандақ болған? Улар қолидики қураллирини ташлиған вә аччиғи бесилип қалған (Һак. 8:1—3).

10. Иман-етиқадимиз һәққидә соал сориғанларға җавап беришни үгинишимизгә немә ярдәм бериду? (Петрусниң 1-хети 3:15).

10 Бәлким, хизмәтдашлиримиз яки савақдишлиримиз немә үчүн Муқәддәс китапниң әхлақ принциплириға бойсунуп яшайдиғанлиғимиз тоғрилиқ соаллар қоюши мүмкин. Биз Муқәддәс китапниң өлчәмлири билән яшашниң әң яхши һаят кәчүрүш усули екәнлигигә немә үчүн ишәнгәнлигимизни чүшәндүримиз (Петрусниң 1-хети 3:15ни оқуң). Шуниң билән бир вақитта, биз қарши тәрәпниң ой-пикиригиму һөрмәт көрситимиз. Униң шундақ соал сориши бизгә қарши туруш яки талаш-тартиш қилиш үчүн әмәс, бәлки униң немигә көңүл бөлидиғанлиғини билишниң усули дәп ойлаң. Қандақла сәвәп билән соал қоюшидин қәтъийнәзәр, биз мулайимлиқ вә меһрибанлиқ билән җавап беришимиз керәк. Җававимиз уни көзқариши һәққидә қайта көпирәк ойлинишқа дәвәт қилиши мүмкин. Қаримаққа, у қопал яки мәсхирә қилғандәк көрүнсиму, биз һәр вақит меһрибанлиқ билән җавап қайтурушимиз лазим (Рим. 12:17).

Башқиларниң бизни туғулған күнгә тәклип қилишиниң сәвәвини чүшәнсәк, етиқадимизни яхширақ чүшәндүрүп берәләймиз (11, 12-абзацларға қараң)

11, 12. а) Бири биздин қийин соални сориғанда җавап бериштин бурун немә қилсақ болиду? (Рәсимгиму қараң.) ә) Шундақ қилиш қандақ сөһбәткә йол ачиду?

11 Шундақ бир әһвални мисал қилип көрәйли. Әгәр иш орниңизда бир хизмәтдишиңиз немә үчүн бизниң туғулған күнни тәбриклимәйдиғанлиғимизни сориса, у бәлким бизниң һаяттин һузурлинишқа вақит чиқиридиған-чиқармайдиғанлиғимиз һәққидә ойлиған болуши мүмкин яки бизни ишчилар арисидики яхши достлуқ кәйпиятиға тәсир көрситиватиду дәп ойлиған болуши мүмкинму? Шундақ вәзийәттә биз хизмәтдашлиримизниң башқа хизмәтдашларға көңүл бөлгәнлигини махтисақ болиду вә униңға хошал-хорам кәйпиятта хизмәт қилишни халайдиғанлиғимизни ейтип, униң ғәм-әндишисини пәсәйтиләймиз. Бу бәлким Муқәддәс Язмилар туғулған күн тоғрилиқ немә дәйдиғанлиғи һәққидә әркин-азадә сөһбәтлишишкә йол ечиши мүмкин.

12 Биз талаш-тартиш пәйда қилидиған башқа қийин соалларғиму шуниңға охшаш усулда җавап бәрсәк болиду. Мәлум бир савақдаш Йәһва гувачилири охшаш җинислиқларниң муһәббәтлишишигә болған көзқаришини өзгәртиши керәк дейиши мүмкин. Бу униң Йәһва гувачилири һәққидики хата көзқарашни әкс әттүрәмду? Яки униң охшаш җинистики бирси билән муһәббәтлишидиған дости яки уруқ-туққини бар болуши мүмкинму? У бизни шундақ турмуш кәчүридиған адәмләрни өч көриду дәп ойламду? Биз униңға өзүмизниң барлиқ адәмләргә көңүл бөлүдиғанлиғимизни вә һәрбир адәмниң таллаш әркинлигигә вә һоқуқиға һөрмәт көрситидиғанлиғимизни ейтсақ болиду b (Пет. 1-х. 2:17). Шундақла, биз Муқәддәс китапниң әхлақ өлчәмлири билән яшашниң пайдилиқ екәнлигини тәкитлисәк болиду.

13. Башқилар бизниң иман-етиқадимизни мәсхирә қалғанда, сиз немә қилсиңиз болиду?

13 Әгәр башқилар көзқаришимизға қарши турса, биз униң немигә ишинидиғанлиғини билимән дәп дәрһал хуласә қилмаслиғимиз керәк (Тит. 3:2). Мәсилән, әгәр бир савақдишиңиз Худаға ишиниш күлкилик бир иш десичу? У эволюцияға қәтъий ишиниду вә бу тоғрисида көп нәрсиләрни билиду дәп хуласә чиқирамсиз? Әмәлийәттә, у бу мавзу һәққидә көп ойланмиған болуши мүмкин. Илим-пән тоғрисида бәс-муназирә башлашниң орниға, савақдишиңизниң бу тоғрилиқ ойлинишиға ярдәм бериш үчүн, униңға jw.org торбетидики яритилиш һәққидә материалларниң уланмисини әвәтсиңиз болиду. Кейинирәк, у торбәттики видеолар яки мақалиләр тоғрилиқ сиз билән сөһбәтлишишни халиши мүмкин. Һөрмәт билән җавап бериш уни Муқәддәс китапта немә дейилгәнлиги һәққидә көпирәк билишкә қизиқтуруши мүмкин.

14. Нил торбетимизни пайдилинип, савақдишиниң Йәһва гувачилири тоғрисидики хата көзқаришини өзгәртишигә қандақ ярдәм бәрди?

14 Нил исимлиқ бир өсмүр торбетимизни ишлитип, башқиларниң Йәһва гувачилири тоғрисидики хата көзқаришини өзгәрткән. У мундақ дәйду: «Бир савақдишим дайим маңа: “Сән илим-пәнгә әмәс, бәлки ойдин чиқирилған китапқа ишинисән”,— дегән». Униң савақдиши Нилниң өз иман-етиқади һәққидә чүшәндүрүшигә йол қоймиған. Нил униңға jw.org торбетидики «Муқәддәс китап вә илим-пән» дегән сәһипини көрүп беқишни тәвсийә қилған. Нил кейинирәк әшу савақдишиниң торбетидики материалларни оқуғанлиғини вә униң билән һаятниң мәнбәси һәққидә йәнә муназирә қилишни халиғанлиғини һис қилған. Сизму шундақ қилип бақсиңиз, бәлким охшаш нәтиҗиси болуши мүмкин.

АИЛИҢИЗ БИЛӘН БИРЛИКТӘ ТӘЙЯРЛИҚ ҚИЛИҢ

15. Ата-анилар балилириға мәктәптики савақдашлириниң қаршилиғиға мулайимлиқ билән җавап беришни үгинишигә қандақ ярдәм берәләйду?

15 Ата-анилар бәзи үнүмлүк усулларни қоллинип, қаршилиқларға дуч кәлгәндә, пәрзәнтлириниң мулайимлиқ билән җавап берип, өз иман-етиқадини қоғдашни үгинишигә ярдәм берәләйду (Яқуп 3:13). Бәзи ата-анилар аиләвий ибадәттә балилири билән бирликтә мәшиқ қилиду. Улар мәктәптә оттуриға чиқиши мүмкин мавзулар һәққидә бирликтә ойлиниду, қандақ җавап бериши керәклиги һәққидә муһакимә қилиду вә уни үлгә сүпитидә мәшиқ қилиду. Әң муһими, балиларға мулайимлиқ билән йеқимлиқ сөзләрни қилишни үгитиду. ( «Аилиңиз үчүн пайдилиқ мәслиһәтләр» дегән рамкиға қараң)

16, 17. Үлгә сүпитидә мәшиқ қилиш яшларға қандақ ярдәм берәләйду?

16 Мәшиқ қилиш яшларға ишәнгәнлириниң тоғрилиғиға өзлири көз йәткүзәлишигә вә иман-етиқадини башқиларға чүшәндүрәлишигә ярдәм бериду. jw.org торбетидә «Яшларниң соаллири» дегән сәһипидә бир қатар мақалиләр бар. Булар яшларни өзиниң иман-етиқадини күчәйтиш вә өз сөзи билән етиқадини чүшәндүрүшкә тәйярлаш үчүн йезилған мақалиләр. Уларни бирликтә муһакимә қилиш арқилиқ аилидә һәммә киши өз иман-етиқадини мулайимлиқ билән қоғдашни үгинәләйду.

17 Мэтью исимлиқ бир яш бурадәр үлгә сүпитидә мәшиқ қилишниң өзигә көп ярдәм бәргәнлигини ейтқан. Мэтью вә ата-аниси дайим аиләвий ибадәттә синипта муһакимә қилиниши мүмкин болған бәзи мавзулар билән мунасивәтлик материаллар һәққидә муһакимә қилған. У мундақ дәйду: «Биз дуч келидиған вәзийәтләр һәққидә ойлинимиз, кейин издәнгәнлиримизгә асасән шу вәзийәтләрдә немә иш қилишни бирликтә мәшиқ қилимиз. Мән өз етиқадимниң немигә асасланғанлиғини ениқ билимән. Бу мениң өз-өзүмгә болған ишәнчимни күчәйтиду вә башқиларға җавап бәргәндә мулайим болуш мән үчүн асанирақ болиду».

18. Колосилиқларға 4:6-айәт неминиң муһимлиғини тәкитләйду?

18 Әлвәттә, биз әң яхши чүшәндүргән һаләттиму, һәммила кишини униңға қайил қилалмаймиз. Мулайим вә пәм-парасәтлик болсақ, буниң нәтиҗиси башқичә болуши мүмкин (Колосилиқларға 4:6ни оқуң). Етиқадимизни чүшәндүрүшни доп ойнаш билән селиштурушқа болиду. Биз допни аста атсақ яки қаттиқ атсақму болиду. Допни аста атсақ, башқа киши уни тутувалалайду вә оюн давамлишиду. Худди шуниңдәк, әгәр биз пәм-парасәт вә мулайимлиқ билән җавап қайтурсақ, кишиләр бизни тиңшашқа тәйяр болиду вә давамлиқ сөһбәтлишишни халиши мүмкин. Әлвәттә, әгәр бири талаш-тартиш қилмақчи яки иман-етиқадимизни мәсхирә қилмақчи болса, ундақта, сөһбәтни давамлаштурушимизниң һаҗити йоқ (Пәнд н. 26:4). Лекин, ундақ вәзийәтләр аз болиду, адәмләр көпинчә тиңшашқа тәйяр болуши мүмкин.

19. Етиқадимизни қоғдиғанда бизни мулайим болушқа немә илһамландуруши керәк?

19 Ениқки, мулайимлиқни йетилдүрүш үчүн мәхсәт қоюшниң пайдиси көп. Талаш-тартиш пәйда қилидиған қийин соалларға яки наһәқ тәңқитләшкә җавап қайтурғанда, мулайимлиқни сақлаш үчүн Йәһваға дуа қилип күч сораң. Есиңиздә тутуңки, мулайимлиқ ой-пикирдики пәриқ сәвәплик келип чиқидиған талаш-тартишниң алдини алалайду. Мулайимлиқ вә һөрмәт билән бәргән җававиңиз, бәлким бәзи аңлиғучиларниң бизгә вә Муқәддәс китаптики һәқиқәтләргә болған көзқаришини өзгәртиду. «Мулайимлиқ вә чоңқур һөрмәт билән» етиқадиңизни «қоғдашқа дайим тәйяр» туруң. Шундақ, мулайим киши — күчлүк киши! (Пет. 1-х. 3:15). Ундақта, мулайим киши болушқа тиришиң.

11-НАХША Йәһваниң көңлини хуш қилайли

a Бу мақалидә башқилар бизгә талаш-тартиш қилиш үчүн бизгә соал қойған чағда етиқадимизни мулайимлиқ билән қандақ қоғдалайдиғанлиғимизни муһакимә қилимиз.

b Әмәлий мәслиһәтләрни тепиш үчүн «Ойғиниш» 2016-жил, № 4-нәшириниң «Муқәддәс китапта охшаш җинислиқ кишиләрниң муһәббәтлишиши тоғрилиқ немә йезилған?» (рус) намлиқ мақалигә қараң.

c jw.org торбетидики «Яшларниң соаллири» вә «Көпчиликни қизиқтуридиған соаллар» дегән бир қатар мақалиләрдин пайдилиқ мәслиһәтләрни тапалайсиз.