41-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Петрусниң икки хетидин немиләрни үгинәләймиз?
«Бу һәққидә дайим әслитип турмақчимән» (ПЕТ. 2-Х. 1:12).
29-НАХША Садақәтмәнликни сақлап жүрәйли
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Петрусниң һаятиниң ахирлишишиға аз қалған вақитта Йәһва уни немә қилишқа дәвәт қилған?
ӘЛЧИ Петрус пат йеқинда өзиниң өмриниң ахирлишидиғанлиғини билгән. У нәччә он жил садақәтмәнлик билән хизмәт қилиш җәриянида Әйса Мәсиһкә әгишип маңған. Вәз ейтиш үчүн йеңи җайларға көчүп барған вә рәһбәрлик кеңәшниң бир әзаси сүпитидә хизмәт қилған. Өмриниң ахирлишишиға аз қалған вақитта Йәһва Худа униңға техиму көпирәк ишни тапшурған. Милади 62—64 жиллар арисида Петрус Худаниң көрсәтмиси билән икки парчә хәтни язған. Булар Муқәддәс китаптики Петрус язған биринчи вә иккинчи хәтләр. Петрус өлүп кәткәндин кейин мошу хәтләрниң давамлиқ етиқатчи қериндашлириға илһам беришини үмүт қилған (Пет. 2-х. 1:12—15).
2. Немә үчүн Петрусниң хәтлири дәл вақтида йезилған дейишкә болиду?
2 Етиқатчи қериндашлири түрлүк синақлар түпәйли азап-оқубәтни баштин кәчүргән вақитта Петрус Худаниң роһиниң ярдимидә әшу икки хәтни язған (Пет. 1-х. 1:6). Шу чағда рәзил кишиләр җамаәттә сахта тәлимләрни ейишқа урунған вә адәмләрни напак ишларни қилишқа аздурған (Пет. 2-х. 2:1, 2, 14). Униңдин башқа, Йерусалимда яшайдиған Мәсиһ әгәшкүчилири үчүн һәммә нәрсиниң ахири келәтти, йәни Рим әскәрлири Йерусалим шәһирини вә шәһәрдики ибадәтханини йоқ қилатти (Пет. 1-х. 4:7). Шәк-шүбһисизки, Петрусниң хәтлири шу чағда Мәсиһ әгәшкүчилириниң синақларға қаримай, Худаға садиқ болуп қелишиға вә келәчәктә башқа синақларға өзини тәйярлишиға ярдәм бәргән b.
3. Петрусниң язған хәтлирини тәтқиқ қилип үгиниш немә үчүн пайдилиқ?
3 Гәрчә Петрус биринчи әсирдә яшиған Мәсиһ әгәшкүчилиригә шу хәтләрни язған болсиму, бирақ Йәһва бу хәтләрни Муқәддәс китапқа киргүзгән. Шуңа, биз һазир бу хәтләрдин пайдиланалаймиз (Рим. 15:4). Бүгүнки күндә бу дуния напак иш-һәрикәтләрни тәшвиқ қиливатқанда, биз Йәһваға хизмәт қилишимизни қийинлаштуридиған синақларға дуч келимиз. Униңдин башқа, узун өтмәй йәһудийларниң түзүми ахирлашқан чағдикидинму чоңирақ дәһшәтлик балаю апәтни баштин кәчүримиз. Биз Петрусниң икки хетидин бәзи муһим әскәртишләрни тапалаймиз. Улар бизниң Йәһваниң күнини үмүт билән күтүшимизгә, инсанлардин қорқушни йеңишимизгә вә чиң қәлбимиздин бир-биримизни сөйүшни үгинишимизгә ярдәм бериду. Әшу әскәртишләрдин ақсақалларму җамаәттики етиқатчи қериндашларниң етиқатта мәһкәм турушиға қандақ ярдәм беришини үгинәләйду?
ҮМҮТ БИЛӘН КҮТҮҢ
4. Петрусниң 2-хети 3:3, 4-айәтләрдә йезилғандәк, етиқадимизни немә тәвритип қоюши мүмкин?
4 Әтрапимизда Муқәддәс китаптики бәшарәтләргә ишәнмәйдиған адәмләр нурғун. Биз узун жиллардин буян бу дунияниң ахирлишишини үмүт билән күткәчкә, нурғун қаршилашқучиларниң мәсқирисигә учрап келиватимиз. Бәзи тәңқит қилғучилар һәтта дунияниң ахири һечқачан кәлмәйду дәйду (Петрусниң 2-хети 3:3, 4ни оқуң). Әгәр биз вәз қилғанда учритидиған өй егиси, хизмәтдишимиз яки өз аилимиздики биридин мошу сөзләрни аңлисақ, етиқадимиз тәвринип қелиши мүмкин. Шундақ вәзийәттә Әлчи Петрус бизгә немә ярдәм берәләйдиғанлиғини чүшәндүргән.
5. Йәһваниң рәзил дунияни йоқ қилиш вақтини чидамлиқ билән күтүшкә немә ярдәм бериду? (Петрусниң 2-хети 3:8, 9)
5 Бәзидә қаримаққа Йәһва бу рәзил дунияни йоқ қилидиған вақтини бәк кечиктүрүвәтти дәп қарайду. Петрусниң язғанлири бизниң тоғра көзқарашни сақлишимизға ярдәм берәләйду. Чүнки улар бизгә Йәһваниң вақитқа болған көзқариши инсанларниң көзқаришидин пәриқлиқ екәнлигини әскәртиду (Петрусниң 2-хети 3:8, 9ни оқуң). Йәһва Худа үчүн миң жил бир күнгә охшаш. У сәвирчан, һечкимниң һалак болушини халимайду. У бәлгүлигән күн кәлгәндә, бу рәзил дунияниң түзүми йоқ болиду. Шуңа, һазир вақитниң барида вақтимиздин яхши пайдилинип, һәрхил милләт хәлқигә гувалиқ бериш биз үчүн һәқиқәтән зор шан-шәрәп!
6. Йәһваниң күнини тәқәзалиқ билән күтүш үчүн немә қилалаймиз? (Петрусниң 2-хети 3:11, 12)
6 Петрус бизни Йәһваниң күнини тәқәзалиқ билән күтишигә дәвәт қилған (Петрусниң 2-хети 3:11, 12ни оқуң). Буни қандақ қилалаймиз? Әгәр мүмкин болса, һәр күни йеңи дунияда еришидиған бәрикәтләр һәққидә чоңқур ойлинишимиз керәк. Өзүңизни сап һавадин нәпәс еливатқан, сағлам йемәк-ичмәкләрни йәватқан, тирилгән йеқин кишиләрни қарши еливатқан вә нәччә әсир илгири яшиған адәмләргә Муқәддәс китаптики бәшарәтләрниң әмәлгә ашқанлиғини үгитиватқанлиғиңизни тәсәввур қилип көрүң. Шундақ чоңқур ойлиниш сизни үмүтвар болушиңизға вә бу дуния түзүминиң пат йеқинда ахирлишидиғанлиғини әстә тутушиңизға ярдәм бериду. Биз келәчәктә немә ишларниң йүз беридиғанлиғини алдин билгәчкә, башқиларниң сахта тәлимләр арқилиқ аздурушиға әгишип һәқиқәт йолидин чиқип кәтмәймиз (Пет. 2-х. 3:17).
ИНСАНЛАРДИН ҚОРҚУШНИ ЙЕҢИШ
7. Инсанлардин қорқуш бизгә қандақ тәсир қилиши мүмкин?
7 Йәһваниң күни интайин йеқин екәнлигини билгәчкә, мүмкинқәдәр техиму көпирәк кишиләргә хуш хәвәрни ейтишни халаймиз. Шундақтиму, бәзидә қорқуп сөзлимәслигимиз мүмкин. Чүнки биз «инсанлар немә дәп қалар» яки «маңа зиянлиқ қилиду» дәп әнсиришимиз мүмкин. Петрусму шундақ вәзийәтни баштин кәчүргән. Әйса Мәсиһ сотлинип сорақ қилинған кечидә, Петрус өзиниң Әйсаниң шагиртлиридин бири дәп тонутуштин қорқуп, һәтта уни тонуйдиғанлиғини қайта-қайта инкар қилған (Мәт. 26:69—75). Бирақ бу әлчи өз қорқунучини йеңип, кейинирәк, ишәнч билән мошу сөзләрни язған: «Улар қорқудиған нәрсиләрдин қорқмаңлар һәм тәшвишләнмәңлар» (Пет. 1-х. 3:14). Петрусниң сөзлири биз инсанлардин қорқушни йеңәләйдиғанлимизға ишәндүриду.
8. Инсанлардин қорқушни йеңишимизгә немә ярдәм берәләйду? (Петрусниң 1-хети 3:15)
8 Инсанлардин қорқушни йеңишимизгә немә ярдәм берәләйду? Петрус бизгә мундақ дегән: «Мәсиһни Һакимдар сүпитидә қәлбиңларда муқәддәс тутуңлар» (Петрусниң 1-хети 3:15ни оқуң). Демәк, биз Әйса Мәсиһ Падишайимиз вә униң зор күч-қудрити барлиғини өзүмизгә әскәртәләймиз. Әгәр башқиларға хуш хәвәр ейтиш пурсити туғулғанда җиддийләшсиңиз яки қорқунучни һис қилсиңиз, Падишайимизни әскә елиң. Униң асманда сансизлиған пәриштиләр билән бирликтә һөкүмранлиқ қиливатқанлиғини көз алдиңизға кәлтүрүң. Есиңиздә болсунки, асмандики вә йәрдики һоқуқ униңға берилгән. У бу дунияниң түзүми ахирлашқанға қәдәр биз билән биллә болиду (Мәт. 28:18—20). Петрус бизни иман-етиқадимизни қоғдашқа дайим тәйяр турушқа дәвәт қилған. Сиз иш орнида, мәктәптә яки нарәсмий һаләттә биригә хуш хәвәр ейтишни халамсиз? Қайси вақитта шундақ қилалайдиғанлиғиңизни ойлап көрүң. Андин немә дейиш керәклигини тәйярлаң. Йәһвадин җасарәт тиләп дуа қилиң вә инсандин қорқунучни йеңишиңизгә ярдәм беридиғанлиғиға ишиниң (Әлч. 4:29).
ЧИҢ ҚӘЛБИҢИЗДИН СӨЙҮҢ
9. Петрус сөйгү-муһәббәтни қайси вақитта нәмаян қилмиған? (Рәсимгиму қараң.)
9 Петрус сөйгү-муһәббәтни қандақ көрситишни үгәнгән еди. У һәзрити Әйса мону сөзләрни қилғанда, шу йәрдә болған: «Силәргә йеңи әмир беримән: бир-бириңларға меһир-муһәббәтлик болуңлар. Силәрни мән сөйгинимдәк, силәрму бир-бириңларни дәл шундақ сөйүңлар» (Йоһ. 13:34). Шундақ болушиға қаримай, Петрус кейинчә бесимға дуч кәлгәндә, йәһудий әмәс қериндашлири билән бир дәстиханда тамақ йейишни рәт қилған. Әлчи Паул Петрусниң қилған ишини сахтипәзлик яки иккийүзлүк дәп атиған (Гал. 2:11—14). Петрус Павлусниң түзитишини қобул қилған вә униңдин савақ алған еди. У язған һәр иккила хетидә қериндашлириға пәқәт һис-туйғу арқилиқла әмәс, әмәлий иш-һәрикәт арқилиқ сөйгү-муһәббәтни нәмаян қилиш керәклигини тәкитлигән.
10. Сахтипәзликтин хали сөйгү-муһәббәтни көрситишниң нәтиҗиси қандақ болиду? Чүшәндүрүң. (Петрусниң 1-хети 1:22)
10 Петрус бизни чоқум сахтипәзликтин хали сөйгү-муһәббәткә чақирған (Петрусниң 1-хети 1:22ни оқуң). Бундақ сөйгү-муһәббәт һәқиқәткә бойсунушниң нәтиҗисидур. Бу һәқиқәт Худа һәммисигә тәң қарайду дегән тәлимни өз ичигә алиду (Әлч. 10:34, 35). Әгәр биз җамаәттә пәқәтла бәзи қериндашларға сөйгү-муһәббәт көрсәтсәк, амма башқиларға ундақ қилмисақ, Әйсаниң сөйгү-муһәббәт һәққидики әмригә бойсуналмаймиз (Йоһ. 13:23; 20:2). Әлвәттә, Әйса Мәсиһкә охшаш бизму башқиларға қариғанда, бәзилиригә өзүмизни техиму йеқиндәк һис қилишимиз мүмкин. Амма Әлчи Петрус бизгә барлиқ қериндашлиримизни чиң қәлбимиздин сөйүшимиз, йәни бир аилә кишиләрдәк сөйгү-муһәббәт риштини орнитишқа тиришишимиз керәклигини әскәрткән (Пет. 1-х. 2:17).
11. Қериндашларни чиң қәлбидин сөйүш немини өз ичигә алиду?
11 Петрус бизни бир-биримизни чиң қәлбимиздин сөйүшкә үндигән. Чиң қәлбимиздин бир-биримизни сөйүш һәтта башқиларни сөйүш асан болмиған вәзийәттиму, йәнила пүтүн күчимиз билән уни сөйүшкә тиришишни көрситиду. Мәсилән, әгәр бир қериндишимиз бизни хапа қилған яки көңлүмизни ағритқан болсичу? Наһайити тәбиийла, биз униңға меһир-муһәббәт көрситишниң орниға, униңдин өч алмақчи болимиз (Йоһ. 18:10, 11). Бирақ Петрус өч елиш Худани хурсән қилмайдиғанлиғини Әйса Мәсиһтин үгәнгән. Петрус мундақ язған: «Яманлиққа яманлиқ, һақарәткә һақарәт билән җавап қайтурмай, әксичә яхшилиқ тиләңлар» (Пет. 1-х. 3:9). Етиқатчи қериндашлириңизни чиң қәлбиңиздин сөйсиңиз, көңлүңизни ағритидиғанларға меһир-шәпқәт көрситәләйсиз.
12. а) Башқиларни чиқ қәлбидин сөйүшкә йәнә немә ярдәм бериду? ә) «Инақлиғимизни қәдирләйли» намлиқ видеода көрситилгәндәк, сиз қандақ мәхсәткә қол йәткүзүшни халайсиз?
12 Әлчи Петрус биринчи хетиниң ахирида йәнә бир қетим қериндашларға чиң қәлбидин меһир-муһәббәт көрситиш һәққидә сөз қилған. Бундақ сөйгү бәзи гуналарни әмәс, бәлки нурғун гуналарни япалайду (Пет. 1-х. 4:8). Бәлким, Петрус мошу җүмлиләрни язғанда, Әйса Мәсиһниң узун жиллар илгири гунани кәчүрүш һәққидә ейтқан тәлимлирини қайта әслигән болуши мүмкин. Әшу вақитта Петрус өз қериндишини 7 қетим кәчүрүм қилидиғанлиғини ейтқанда, у өзини кәң қосақ кәчүрүмчан киши дәп ишәнгән болуши мүмкин. Амма Әйса Петрусқа вә бизгә 77 қетимғичә кәчүрүм қилишни ейтип, кәчүрүмниң чеки йоқлиғини көрсәткән (Мәт. 18:21, 22). Әгәр бу нәсиһәтни әмәлий ишлитиш сиз үчүн қийин болса, ғәм-әндишә қилмаң. Йәһваниң барчә намукәммәл хизмәтчилири бәзидә кәчүрүм қилишқа қийналған еди. Һазир сиз үчүн әң муһим болғини, қериндишиңизни кәчүрүш үчүн тиришчанлиқ көрситиш вә униң билән инақ-иттипақлиқни әслигә кәлтүрүш c.
АҚСАҚАЛЛАР, ХУДАНИҢ ПАДИСИДИН ЯХШИ ҒӘМХОРЛУҚ ҚИЛИҢЛАР
13. Немә үчүн ақсақалларға қериндашларни илһамландуруш үчүн вақит чиқириш қийин болуши мүмкин?
13 Әйса тирилгәндин кейин Петрусқа мундақ дегән: «Қозилиримға падичи болғин» (Йоһ. 21:16). Мошу сөзләр чоқум Петрусниң есидин чиқмиған. Әгәр ақсақал болсиңиз, бу сөзләрниң сиз үчүнму ейтилғанлиғини билисиз. Ақсақалларниң бу муһим вәзипини орунлаш үчүн вақит чиқириши қийин болуши мүмкин. Ақсақаллар алди билән өз аилисиниң җисманий еһтияҗлириға, сөйгү-муһәббәтни һис қилип яшишиға көңүл бөлүши вә уларниң Йәһваға йеқинлишишиға ярдәм бериши керәк. Ақсақаллар вәз ейтиш хизмитидиму башламчилиқ қилиши лазим. Униңдин башқа җамаәт учришишлири вә конгресслардики нутуқларни яхши тәйярлаш үчүн вақит чиқириши керәк. Бәзилириниң Дохтурханилар билән алақилишиш комитетида яки Йәрлик лайиһә вә қурулуш бөлүмидә вәзиписи бар болуши мүмкин. Ақсақаллар һәқиқәтән алдираш кишиләр.
14. Ақсақалларни падиларға ғәмхорлуқ қилишқа немә үндәйду? (Петрусниң 1-хети 5:1—4)
14 Петрус ақсақалларни Худаниң падилиридин көңүл бөлүшкә үндигән (Петрусниң 1-хети 5:1—4ни оқуң). Әгәр сиз ақсақал болсиңиз, қериндашларни чиң қәлбидин яхши көридиғанлиғиңизни вә уларниң яхши падичиси болушни халайдиғанлиғиңизни билимиз. Бирақ бәзидә бу вәзипини орунлаш үчүн өзүңизни алдираш яки ерип чарчиғандәк һис қилишиңиз мүмкин. Шундақ вәзийәттә немә қилалайсиз? Ғәм-әндишилириңизни Йәһваға ейтип, ич-бағриңизни төкүп бериң. Петрус мундақ дәп язған: «Ким хизмәт қилса, Худа бәргән күчкә тайинип, хизмәт қилсун» (Пет. 1-х. 4:11). Етиқатчи қериндашлар бу дунияда толуқ һәл қилғили болмайдиған қийинчилиқларға дуч келиши мүмкин. Амма шуни есиңиздә тутуңки, Баш падичимиз Әйса Мәсиһ уларға сиздинму яхширақ ярдәм берәләйду. У пәқәт бүгүнки күндила әмәс, йеңи дунияда шундақ қилалайду. Худа ақсақаллардин қериндашларни сөйүшни, йәни Худаниң падилиридин ғәмхорлуқ қилишини вә уларға үлгә болушини күтиду.
15. Бир ақсақал падиға қандақ ғәмхорлуқ қилған? (Рәсимгиму қараң.)
15 Узун жиллар ақсақал болуп хизмәт қилған Уильям Худаниң падисиға ғәмхорлуқ қилишниң муһимлиғини чүшиниду. Жуқумлуқ COVID-19 тарқилишқа башлиғанда, Уильям вә башқа ақсақаллар һәр һәптидә өз топидики һәрбир қериндаш билән айрим-айрим алақилишишни қарар қилған. У бундақ қилишниң сәвәвини мундақ дәп чүшәндүриду: «Нурғун қериндашлар ялғуз яшатти вә улар наһайити тезла сәлбий ой-пикирдә болуп қелиши мүмкин еди». Мәлум бир етиқатчи қериндаш қийинчилиққа учриғанда, Уильям униң сөзлирини көңүл қоюп тиңшап, униң еһтияҗи вә ғәм-әндишисини чүшинишкә тиришқан. Кейин у шу қериндашниң вәзийитигә мас келидиған, униңға илһам-мәдәт беридиған видеолар яки башқа материалларни торбетимиздин издигән. У мундақ дәйду: «Худаниң падисиға ғәмхорлуқ қилиш хизмити илгирики һәр қандақ вақитқа қариғанда, һазир наһайити муһим! Биз кишиләрниң Йәһва тоғрилиқ үгинишигә ярдәм бериш үчүн интайин көп тиришчанлиқ көрситимиз. Йәһваниң қойлириға ғәмхорлуқ қилиш үчүнму шундақ тиришчанлиқ көрситип, уларға һәқиқәттә қелишиға ярдәм беришимиз керәк».
ЙӘҺВАНИҢ СИЗНИ ТӘРБИЙИЛИШИНИ ТАМАМЛИШИҒА ЙОЛ ҚОЮҢ
16. Петрусниң хәтлиридин үгәнгәнлиримизни қандақ вәзийәтләрдә қоллиналаймиз?
16 Биз Петрусниң икки хетидики пәқәт бирнәччә муһим нуқтиларни муһакимә қилдуқ. Бәлким, өзүңизни қайси тәрәптин техиму яхшилиниш лазимлиғини көрүп йәткәнсиз. Мәсилән, йеңи дунияда еришидиған бәрикәтләр һәққидә көпирәк ойлинишни халамсиз? Ишта, мәктәптә яки башқа нарәсмий сорунларда гувалиқ бериш үчүн мәхсәт қойдиңизму? Етиқатчи қериндашларға чин қәлбиңиздин техиму көпирәк сөйгү-муһәббәт көрситишниң йоллирини издәп көрәләмсиз? Ақсақаллар, ғәйрәт-җасаритиңлар билән Йәһваниң қойлирини беқишни чин қәлбиңиздин қәтъий қарар қилдиңизму? Өзүңларға сәмимий болуп, өз-өзүңларни тәкшүрүп көрүңлар. Мәлум аҗизлиқлар барлиғини ашкарә болуши мүмкин, амма үмүтсизләнмәңлар. Һакимдаримиз меһрибан вә у силәрниң техиму яхширақ хизмәт қилишқа ярдәм бериду (Пет. 1-х. 2:3). Петрус бизгә илһам берип мундақ дегән: «Өзи силәрниң үгинишиңларни ахириғичә йәткүзүп, мустәһкәмләп, силәрни күчлүк қилиду» (Пет. 1-х. 5:10).
17. Әгәр қәйсәр болуп, Йәһваниң сизни тәрбийилишигә йол қойсиңиз, нәтиҗиси қандақ болиду?
17 Петрус илгири өзини Әйса Мәсиһ билән биллә болушқа лайиқ әмәс һис қилған еди (Луқа 5:8). Лекин Яратқучи Йәһва вә Мәсиһ Әйса Петрусқа меһир-шәпқәт билән давамлиқ ярдәм бәргәчкә, у бәл қоювәтмәй садақәтмәнлик билән Мәсиһкә әгәшкән. Нәтиҗидә, Петрус «Һакимдаримиз вә Ниҗаткаримиз Әйса Мәсиһниң мәңгү Падишалиғиға кириш йоли» кәң ечилған еди (Пет. 2-х. 1:11). Немә дегән алаһидә мукапат! Әгәр Петрусқа охшаш қәйсәр болуп, Йәһваниң сизни тәрбийилишигә йол қойсиңиз, сизму мәңгүлүк һаятлиқ мукапатиға еришисиз. Шуниң билән, етиқадиңизниң мәхситигә йетисиз, йәни қутқузулушқа еришисиз (Пет. 1-х. 1:9).
25-НАХША Һәқиқий шагирт болушниң бәлгүси
a Петрусниң хәтлиридин бәзи тәҗрибә-савақларни үгинимиз. Бу савақлар қийинчилиқларға бәрдашлиқ берәлишимиз үчүн бизгә күч бериду. Униңдин башқа, ақсақалларниң падичи болуш мәсъулийитини қандақ ада қилишни чүшинишигә ярдәм бериду.
b Еһтимал, милади 66-жили римлиқлар биринчи қетим Йерусалимға һуҗум қилиштин илгири, Палестинада яшайдиған Мәсиһ әгәшкүчилири Петрусниң икки хетини тапшурувалған болуши мүмкин.
c jw.org торбетидики «Инақлиғимизни қәдирләйли» (рус) намлиқ видеони көрүң.