Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Тәтқиқ қилиш усуллири

Тәтқиқ қилиш усуллири

Балилар үчүн тәлим бериш қураллири

Ата-анилар балилириға Йәһва Худа тоғрилиқ тәлим бериши шәрт (Әфәс. 6:4). Йәһваниң тәшкилати ата-аниларға ярдәм беридиған нурғунлиған мақалиләр, видеолар вә нахшилар нәшир қилған. Ата-анилар балилирини үгитиш үчүн бу нәширләрни қандақ қоллиналайду?

  • Торбәткә кириң. JW.ORG торбетидә сиз яшлар үчүн һәммә керәк мәлуматларни, җүмлидин видеолар вә мақалиләрни тапалайсиз a. Уларни тепиш үчүн «Балилар» яки «Өсмүрләр» дегән йәргә бесиң.

  • Балиңизниң еһтияҗиға қарап мавзуни таллаң. «Балилар» дегән сәһипиниң ичидә балиңизға керәк мәлуматни тапалайсиз. Буниң үчүн “Аиләвий ибадәт үчүн тапшурмилар” дегән сөзләрни «Издәш» дегән йәргә йезиң.

  • Балиңиз билән вақит өткүзүң. Бу видеоларни вә тапшуруқларни пәқәтла вақит өткүзүш үчүн яки балиниң диққитини ағдуруш үчүнла қилмаң. Балиңиз билән муһакимә қилип, униңға Йәһва Худа билән достлуқни риваҗландурушқа ярдәм бериң.

a Һазир «JW Library»® программисида яшлар үчүн һәммә видеолар бар (рус), бирақ язма тапшуруқларниң сани чәкләнгән.