Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

37-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Шимшондәк Йәһва Худаға тайиниң

Шимшондәк Йәһва Худаға тайиниң

«Әй Рәб Пәрвәрдигар, мени яд қилип. . . маңа күч ата қилғайсән» (ҺАК. 16:28, КТ).

51-НАХША Йепиш чиң Йәһваға

БУ МАҚАЛИДӘ a

1, 2. Шимшон тоғрисидики һекайини үгиниш немә үчүн пайдилиқ?

 ШИМШОН дегән исимни аңлиғанда, оюңизға ким келиду? Бәлким, униң нәқәдәр күчлүк адәм екәнлиги тоғрилиқ ойлайсиз. Әмәлийәттә, шундақ күчлүк бир киши болған. Лекин у бир натоғра қарар чиқирип, ечинарлиқ ақивәткә қалған. Буниңға қаримастин, Йәһва Худа униң садақәтмәнлигигә диққәт қаритип, бизниң пайдимиз үчүн бу вақиәләрни Өз Сөзи болған Муқәддәс китапқа яздурған.

2 Йәһва Худа Өзиниң таллиған хәлқи исраилларға ярдәм бериш үчүн Шимшонни қоллинип, әҗайип ишларни қилған. Шимшон өлүп нәччә йүз жиллар өткәндә, Йәһва әлчи Паулни Шимшонниң исмини иман-етиқади күчлүк кишиләр қатариға қошуп йезишқа дәвәт қилған (Ибр. 11:32—34). Шимшонниң үлгиси бизгә илһам бериду. У һәтта қийин вәзийәтләрдиму Йәһваға таянған. Һазир униң үлгисидин немиләрни үгинәләйдиғанлиғимизни вә қандақ илһам алалайдиғанлиғимизни көрүп бақайли.

ШИМШОН ЙӘҺВАҒА ТАЯНҒАН

3. Йәһва Худа Шимшонға қандақ вәзипә тапшурған?

3 Шимшон туғулғанда филистийәликләр Исраил хәлқини бесивелип башқурған вә уларға зулум қилған (Һак. 13:1). Филистийәликләрниң рәһим-шәпқәтсиз башқуруши астида Исраил хәлқи худди көп қийинчилиқларни баштин кәчүргән. Йәһва Худа Шимшонни Исраилни филистийәликләрдин қутқузуш үчүн башчилиқ қилишқа таллиған (Һак. 13:5). Бу интайин қийин бир вәзипә болуп, уни орунлаш үчүн Шимшон Йәһва Худаға тайиниши керәк еди.

Шимшон Йәһваға таянған вә маслишишқа тәйяр болған. У Йәһваниң ирадисини орунлаш үчүн қолида бар нәрсини ишләткән (4, 5-абзацлириға қараң)

4. Йәһва Худа Шимшонниң филистийәликләрдин қутулушиға қандақ ярдәм бәргән? (Һакимлар 15:14—16)

4 Һазир Шимшонниң Йәһваға қандақ таянғанлиғи вә Йәһваниң униңға қандақ ярдәм бәргәнлигини көрүп чиқайли. Бир қетим филистийәликләрниң әскәрлири Шимшонни тутмақчи болуп, Йәһуда зиминидики Леха дегән җайға кәлгән. У йәрдики исраиллар қорқуп, Шимшонни дүшмәнләргә тапшурушни қарар қилған. Шимшонни өз адәмлири икки қат ағамча билән бағлап, филистийәликләрниң қолиға тапшурған (Һак. 15:9—13). Бирақ Йәһваниң роһи Шимшонни күч-қувәткә толдурған вә у қоллиридики ағамчидин бошанған. Кейин ешәкниң иңәк сүйигини тепип, униң билән филистийәликләрниң 1000 әскирини қиривәткән (Һакимлар 15:14—16ни оқуң).

5. Шимшон ешәкниң иңәк сүйигини ишлитип, Йәһваға таянғанлиғини қандақ көрсәткән?

5 Шимшон немә үчүн ешәк сүйигини ишләткән? У адәттики бир қурал-ярақ әмәсқу?! Шәк-шүбһисизки, Шимшон шуни ениқ билгәнки, униң қандақ қурал-ярақ ишләткәнлиги әмәс, Йәһваға таянғанлиғи уни ғәлибигә ериштүргән. Бу садиқ киши Йәһваниң ирадисини әмәлгә ашуруш үчүн қолида бар болған нәрсидин пайдиланған еди. Ениқки, Шимшон Йәһва Худаға таянғанлиқтин, у кишиләрни йәңгән.

6. Тәшкилаттики вәзипиләрни орунлиғанда, Шимшондин қандақ үлгә алалаймиз?

6 Йәһва Худа бизгә һәтта интайин қийин болуп көрүнгән вәзипиләрни орунлишимиз үчүн күч берәләйду. У буни бизни һәйран қалдуридиған усулда қилалайду. Йәһва Худа Шимшонға күч-қувәт бәргән, сизму Йәһваға таянсиңиз, Униң ирадисини орунлишиңиз үчүн У сизгә күч бериду (Пәнд н. 16:3).

7. Қайси мисал Йәһвадин йол-йоруқ издәшниң муһимлиғини көрситиду?

7 Тәшкилатимизниң қурулуш ишлириға қатнашқан нурғун қериндашлар өзлириниң Йәһва Худаға таянғанлиғини көрсәткән. Бурун қериндашлар көпинчә йеңи Ибадәт өйлирини вә башқа беналарни йеңидин планлап салатти. Лекин вақит өтүп, Худа хизмәтчилириниң сани көпәйгәнликтин, бәзи өзгәртишләрни қилишқа тоғра кәлди. Җавапкар бурадәрләр Йәһва Худаниң рәһбәрлигини издәп, мәсилән, беналарни сетивелиш вә уларни ремонт қилиштәк йеңи усулларни қоллинишқа тиришти. Йеқинки жилларда тәшкилатимизниң дунияниң җай-җайлиридики һәртүрлүк қурулуш ишлириға қатнашқан Роберт мундақ дәйду: «Әң бешида бәзилиримиз үчүн бу өзгәртишни қобул қилиш қийин болған. Бу биз йеқинки жилларда қиливатқан вә көнүп кәткән ишлиримиздин көп пәриқ қилатти. Лекин бурадәрләр маслишишқа тәйяр болған вә Йәһва Худаниң бу өзгәртишләрни бәрикәтләватқанлиғи ениқ еди». Бу Йәһва Өз ирадисини орунлаш үчүн Өзиниң хәлқини йетәкләватқанлиғиниң бир мисали халас. Бәзидә һәммимиз өзүмиздин мундақ сорап көрсәк яхши болиду: «Мән Йәһва Худадин йол-йоруқ издәватимәнму вә әң яхши усулда Униңға хизмәт қилиш үчүн маслишишқа тәйярму?»

ШИМШОН ЙӘҺВА ТӘМИНЛИГӘН НӘРСИЛӘРДИН ПАЙДИЛАНҒАН

8. Бир күни Шимшон бәк уссап кәткәндә немә қилған?

8 Бәлким, сиз Шимшонниң башқиму һәйран қаларлиқ ишлири тоғрилиқ оқуғансиз. У һечқандақ қурал-ярақсиз шир билән челишқан вә Ашкелон шәһиридә 30 филистийәлик әркәкләрни өлтүргән (Һак. 14:5, 6, 19). Шимшон бу ишларни Йәһваниң ярдимисиз қилалмайдиғанлиғини билгән еди. Буни кейин йүз бәргән вақиәдин билимиз. 1000 филистийәликни өлтүргәндин кейин Шимшон бәк уссап кәткән. Шу чағда у немә қилған? У өзигә тайинип су издәшниң орниға, Йәһва Худадин ярдәм сориған (Һак. 15:18).

9. Йәһва Шимшонниң ялвурушиға қандақ җавап бәргән? (Һакимлар 15:14—16; изаһәткиму қараң.)

9 Йәһва мөҗүзә көрситип, су еқип чиқиватқан бир булақни пәйда қилип, Шимшонниң ялвурушиға җавап бәргән. Бу йеңи булақниң сүйини ичкәндин кейин Шимшон қайта күч-қувәткә толуп, униңға җан кирип қалған (Һакимлар 15:19ни оқуң). Қаримаққа, кейинирәк Самуил пәйғәмбәр Һакимлар китавини язғанда, бу йеңи булақ техи бар еди. Исраиллар бу булақ сүйини көргән чағда, әгәр улар Йәһваға таянса, У муһтаҗлиқта қалған садиқ хизмәтчилиригә яр-йөләк болидиғанлиғини есигә алған.

Шимшон Йәһва тәминләп бәргән суни ичкәндин кейин күч-қувәткә толған. Йәһва роһий җәһәттин күчлүк болушимиз үчүн тәминләватқан һәммә нәрсиләрдин толуқ пайдилинимиз (10-абзацқа қараң)

10. Йәһваниң ярдимигә тайиниш немиләрни өз ичигә алиду? (Рәсимгиму қараң.)

10 Мәйли қандақ талант вә қабилийәткә егә болайли яки Йәһваға хизмәт қилишта қандақ утуққа еришәйли, бизму Йәһваниң ярдимигә муһтаҗ. Пәқәт Йәһваға таянсақла, һәқиқий утуққа еришишниң мүмкинлигини кәмтәрлик билән етирап қилишимиз муһим. Шимшон Йәһва бәргән суни ичкәндин кейин қайта күч-қувәткә толған. Худди Шимшондәк, бизму Йәһваға садиқ қелиш үчүн Униң ярдимини қобул қилишимиз керәк (Мәт. 11:28).

11. Йәһваниң ярдиминиң пайдисини толуқ көрүш үчүн немә қилалаймиз? Мисал кәлтүрүң.

11 Россиядә еғир зиянкәшликкә учриған Алексей исимлиқ бурадәрниң мисалини көрүп чиқайли. Шундақ қийин вәзийәттә униңға күчлүк болушқа немә ярдәм бәргән? Улар аяли билән иккиси дайим роһий ишлар билән мәшғул болған. Алексей мундақ дәйду: «Мән дайим шәхсий тәтқиқ өткүзүшкә вә һәр күни Муқәддәс китапни оқушқа тиришимән. Һәр күни әтигәндә аялим билән күндилик айәтни муһакимә қилип, биллә дуа қилимиз». Униң мисалидин қандақ савақ алимиз? Өзүмизгә тайинишниң орниға, Йәһваға тайинишимиз керәк. Буниң үчүн дайим етиқадимизни күчләндүридиған ишлар билән мәшғул болушимиз керәк. Һәр күни Муқәддәс китапни оқуш, дуа қилиш, җамаәт учришишлириға вә вәз хизмитигә қатнишиш арқилиқ етиқадимизни күчләндүрәләймиз. Шу чағда Йәһва Худа Униңға хизмәт қилиш үчүн көрсәткән тиришчанлиғимизни мол бәрикәтләйду. У Шимшонни күчләндүргәндәк, бизниму чоқум күчләндүрәләйду.

ШИМШОН ЙӘҺВАНИҢ ИРАДИСИНИ ОРУНЛАШНИ ТОХТАТМИҒАН

12. Шимшон қандақ натоғра қарар чиқарған вә буниң илгирики вәзийәтләр билән қандақ пәрқи болған?

12 Шимшон бизгә охшаш намукәммәл инсан болған. Шуңа, у бәзидә натоғра қарарларни чиқарған. Бир қетим у чиқарған қарар ечинишлиқ ақивәт елип кәлгән. Шимшон бир мәзгил һаким болуп хизмәт қилғандин кейин, «Шорек вадисида яшайдиған бир аялни яхши көрүп қалди. Униң исми Делила еди» (Һак. 16:4). Униңдин авал у филистийәлик бир аялға өйләнмәкчи болған, амма бу Йәһваниң ирадиси еди. Шу арқилиқ Шимшон филистийәликләргә қарши чиқиш үчүн пурсәт издигән. Кейинирәк, Шимшон филистийәликләрниң Газа шәһиридә бир паһишә аялниң өйидә турған еди. Шу чағда Худа Шимшонға күч-қувәт берип, у шәһәр дәрвазисини һумуруп ташлап, шәһәрни һимайисиз қалдурған (Һак. 14:1—4; 16:1—3). Бирақ Делила исраил аял болған болуши мүмкин. Шуңа, Шимшонниң бу аял билән мунасивәт орнитиши филистийәликләргә қарши уруш қилиш пурситини издәш билән һечқандақ алақиси йоқ еди.

13. Делила Шимшонни өз алдам халтисиға чүшириш үчүн немә қилған?

13 Делила филистийәликләрдин көп пул елип, Шимшонға сатқунлуқ қилған. Шимшон Делилани шунчилик яхши көрүп, униң қара нийитини байқимиғанму? Мәйли қандақ болушидин қәтъийнәзәр, Делила қайта-қайта Шимшонға арам бәрмәй, униң күч-қувитиниң сирини билмәкчи болған. Ахирида Шимшон зерикип кетип, униңға һәммисини ейтип бәргән. Ечинарлиғи, Шимшон натоғра қарар чиқирип, өз күч-қувитидин һәмдә Худаниң разилиғидинму вақтинчә айрилип қалған еди (Һак. 16:16—20).

14. Шимшон Делилаға ишинип, қандақ яман ақивәткә қалған?

14 Шимшон Йәһва Худаға әмәс, Делилаға ишәнгән. Шу сәвәптин, бу хата қарариниң ечинишлиқ ақиветини көргән еди. Филистийәликләр уни тутувелип, көзлирини оювәткән. У Газа шәһиридики зинданға ташланған вә у йәрдики кишиләр уни түгмән тешини айландурушқа мәҗбурлиған. Кейин филистийәликләр чоң бир тәбрикләш мәрасимиға җәм болғанда, Шимшонни һақарәтлигән. Улар Шимшонни тутувалғини үчүн сахта худаси Дагонға қурбанлиқларни кәлтүргән. Улар Шимшонни заңлиқ қилип, көңүл ечиш үчүн зиндандин чиқарған (Һак. 16:21—25).

Филистийәликләр үстидин чиқарған һөкүмини әмәлгә ашуруш үчүн Йәһва Шимшонға күч бәргән (15-абзацқа қараң)

15. Шимшон қайтидин Йәһваға таянғанлиғини қандақ көрсәткән? (Һакимлар 16:28—30; муқавидики рәсимгә қараң.)

15 Шимшон чоң бир хаталиқ өткүзгән, бирақ у давамлиқ Йәһваға хизмәт қилған. У Йәһваниң ирадиси бойичә филистийәликләрни йоқ қилиш үчүн пурсәт издигән (Һакимлар 16:28—30ни оқуң). Шимшон Йәһвадин «филистийәликләрдин интиқам еливалай» дәп өтүнгән. Һәқ Худа униң өтүнүшигә җавап берип, униңға қайтидин алаһидә күч бәргән. Нәтиҗидә, Шимшон илгиридинму көпирәк филистийәликләрни оңушлуқ өлтүргән еди.

16. Шимшонниң хаталиғидин қандақ савақ алалаймиз?

16 Шимшон өз хаталиғи сәвәплик ечинишлиқ ақивәтни баштин кәчүргән болсиму, Йәһваниң ирадисини әмәлгә ашурушни тохтатмиған. Һәтта бизму хаталиқ өткүзүп қойсақ, бизгә нәсиһәт берип түзәтсә яки өз вәзипимиздин айрилсақ, Йәһваға хизмәт қилишни тохтатмаслиғимиз керәк. Унтумаңки, Йәһва Худа һәрқачан бизни кәчүрүшкә тәйяр (Зәб. 103:8—10). Шимшонниң үлгисидин үгәнгинимиздәк, Худа хаталиқлиримизға қаримай, Униң ирадисини орунлишимиз үчүн бизгә күч берәләйду.

Шимшон өз хаталиғи үчүн қаттиқ азапланған болсиму, Худаға хизмәт қилишни тохтатмиған. Бизму шундақ қилишимиз керәк (17, 18-абзацлириға қараң)

17, 18. Майклниң үлгиси сизгә қандақ илһам-мәдәт бәрди? (Рәсимгиму қараң.)

17 Майкл исимлиқ яш бурадәрниң мисалини көрүп бақайли. У роһий ишлар билән интайин алдираш өтүп, ярдәмчи хизмәтчи вә пионер болуп хизмәт қилған. Әпсуски, у бир хаталиқ өткүзүп, җамаәттики вәзипилиридин айрилип қалған. Майкл мундақ дәйду: «Мошу вақитқичә мән Йәһваға қизғин хизмәт қиливататтим. Әнди бир дәқиқидә алдимда бир там пәйда болуп, һечнәрсә қилалмайдиғандәк һис қилдим. Әлвәттә, Йәһва мени һечқачан ташлап кәтмәйдиғанлиғини биләттим. Лекин униң билән болған мунасивитим әнди һечқачан бурунқидәк болмайду вә җамаәттә авалқидәк қизғин хизмәт қилалмаймән дәп әнсиридим».

18 Кишини хошал қиларлиқ йери, Майкл бәл қоювәтмигән. У мундақ дәйду: «Мән пүтүн диққитимни Йәһва билән болған мунасивитимни әслигә кәлтүрүшкә қараттим. Униңға ич бағримни төкүп, дуа қилдим, шәхсий үгиниш өткүздүм вә үгәнгәнлирим үстидин чоңқур ойландим». Вақит өтүп, Майкл җамаәттики вәзипилиригә қайта еришкән. Һазир у ақсақал вә пионер болуп хизмәт қиливатиду. У йәнә мундақ дәйду: «Қериндашлар маңа көп ярдәм бәргән. Болупму ақсақаллар Йәһваниң мени техиғичә яхши көридиғанлиғиға ишәндүргән. Һазир қайтидин җамаәттә пак виждан билән хизмәт қиливатимән. Бу кәчүрмиштин Йәһваниң чин жүрәктин товва қилғанларни кәчүридиғанлиғини үгәндим». Бизму хаталиқ өткүзүшимиз мүмкин. Лекин хаталиғимизни түзитиш үчүн қолумиздин келишичә тиришсақ вә давамлиқ Йәһваға таянсақ, У бизни чоқум Өз ирадисини орунлаш үчүн қоллинип, бизни бәрикәтләйду (Зәб. 86:5; Пәнд н. 28:13).

19. Шимшонниң мисали иман-етиқадиңизни қандақ күчләндүрди?

19 Бу мақалидә биз Шимшонниң һаятидики бәзи һәйран қаларлиқ вақиәләрни көрүп чиқтуқ. У намукәммәл болған вә Делила билән өткүзгән хаталиғиға қаримай, Йәһваға хизмәт қилишни тохтатмиған. Йәһва Худаму Шимшондин үмүт үзмигән. У Шимшонни күчләндүрүп, уни йәнә бир қетим Өз ирадисини әмәлгә ашурушта қолланған. Йәһваниң нәзиридә Шимшонниң етиқади күчлүк еди. Шуңа, Худа униң исмини Ибранийларға йезилған хәт 11-баптики садиқ хизмәтчиләр қатарида яздурған. Болупму аҗиз болғанда, бизни күчләндүрүшни халайдиған көйүмчан Атимизға хизмәт қиливатқанлиғимизни билиш бизгә зор илһам-мәдәт бериду! Шуниң үчүн бизму Шимшонға охшаш, Йәһваға: «Мени яд қилип. . . маңа күч ата қилғайсән»,— дәп ялвурайли (Һак. 16:28, КТ).

152-НАХША Күчимиз, үмүтүмиз вә яр-йөлигимиз

a Шимшон тоғрилиқ Муқәддәс китапта йезилған. Нурғун кишиләр, һәтта Муқәддәс Язмиларни анчә яхши билип кәтмәйдиған кишиләрму, у һәққидә аңлиған. Униң һекайиси театр көргәзмилири (драмилар), нахшилар вә фильмларда тәсвирләнгән. Амма униң һаяти һәққидики иш-вақиәләр әпсанә яки чөчәк әмәс. Биз бу күчлүк иман-етиқатлиқ кишидин көп нәрсиләрни үгинәләймиз.