38-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Яшлар, қандақ һаят кәчүрүшни халайсиләр?
«Сағлампикирлик сени һимайә қилиду» (ПӘНД Н. 2:11).
11-НАХША Йәһваниң көңлини хуш қилайли
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Йәһоаш, Уззия вә Һошия қандақ қийин вәзийәткә дуч кәлгән?
СИЗ балилиқ яки өсмүрлүк чеғиңизда кичик болушиңизға қаримай, Худаниң Өз хәлқини башқурушқа сизни падиша қилип таллиғанлиғини көз алдиңизға кәлтүрүп беқиң. Өз күчиңизни яки һоқуқиңизни қандақ қоллинисиз? Муқәддәс китапта Йәһуданиң падишаси болған бирнәччә яшлар тоғрилиқ йезилған. Мәсилән, Йәһоаш 7 йешида, Уззия 16 йешида вә Һошия 8 йешида падиша болуп тәйинләнгән. Бу чоқум интайин қийин вәзипә болған. Лекин Йәһва Худа вә башқиларниң ярдимидә улар қийинчилиқларни йеңип, нурғун яхши ишларни қилалиған.
2. Немә үчүн Йәһоаш, Уззия вә Һошияниң мисаллири биз үчүн пайдилиқ?
2 Биз падиша яки ханиш болмисақму, Муқәддәс китапта тилға елинған бу үч яшниң мисалидин көп нәрсиләрни үгинәләймиз. Улар яхши қарарларни чиқарған, лекин яман қарарларниму чиқарған. Һазир уларниң мисаллирини көрүп чиқип, яхши достларни таллаш, кәмтәрликни сақлаш вә дайим Йәһваниң ирадиси һәққидә издинишниң муһимлиғини көрүмиз.
ЯХШИ ДОСТЛАРНИ ТАЛЛАҢ
3. Йәһоаш падиша баш роһаний Йәһоядаһниң нәсиһәтлиригә қандақ инкас қайтурған?
3 Йәһоашқа охшаш дана қарарларни чиқириң. Яш чеғида Йәһоаш падиша дана қарарларни чиқарған. Униң атиси болмиған, бирақ у садиқ баш роһаний Йәһоядаһқа қулақ салған. Баш роһаний Йәһоашқа өз оғлиға қариғандәк қарап, униңға нәсиһәтләрни бәргән. Йәһоаш болса униң үлгисигә қарап, пак ибадәтни тикләшкә вә хәлиқниң Йәһваға хизмәт қилишиға ярдәм бәргән. У һәтта Йәһваниң ибадәтханиниң ремонт қилиш ишлирини орунлаштурған (Тар. 2-яз. 24:1, 2, 4, 13, 14).
4. Йәһваниң көрсәтмилиригә қулақ селишниң қандақ пайдисини көрүмиз? (Пәнд-нәсиһәтләр 2:1, 10—12)
4 Әгәр ата-аниңиз яки башқа бирси сизни Йәһва Худани сөйүшкә вә Униң өлчәмлири бойичә яшашқа үгәткән болса, бу интайин қиммәт баһалиқ бир соға (Пәнд-нәсиһәтләр 2:1, 10—12ни оқуң). Ата-анилар балилирини һәртүрлүк усулда тәрбийиләйду. Катя исимлиқ қериндашниң дадиси униң тоғра қарарларни чиқиришиға қандақ ярдәм бәргәнлигини қарап чиқайли. Һәр күни мәктәпкә барған йолда дадиси униң билән күндилик айәт тоғрилиқ сөзлишәтти. Катя мундақ дәйду: «Бу муһакимиләр шу күни пәйда болған қийинчилиқларға қарши турушумға ярдәм берәтти». Бирақ ата-аниңизниң Муқәддәс китапқа асасланған қаидә-түзүмлири әркинлигиңизни чәклигәндәк һис қилсиңизчу? Бу қаидиләрни қобул қилишиңизға немә ярдәм берәләйду? Анастасия исимлиқ қериндишимиз ата-анисиниң бәзи қаидиләрни немә үчүн орнитидиғанлиғини чүшәндүрүп беришкә вақит чиқарғанлиғини ейтип бәргән. У мундақ дәп бөлүшкән: «Бу қаидиләр мени чәклимәй, әксичә ата-анам мени яхши көридиғанлиғини вә қоғдимақчи болғанлиғини чүшинишимгә ярдәм бәрди».
5. Иш-һәрикәтлириңиз ата-аниңизға вә Йәһва Худаға қандақ тәсир қилиду? (Пәнд-нәсиһәтләр 22:6; 23:15, 24, 25)
5 Ата-аниңизниң Муқәддәс китапқа асасланған нәсиһәт-сөзлиригә қулақ салсиңиз, улар хошал болиду. Әң муһими, сиз Йәһва Худаниң көңлини хурсән қилип, Униң билән мәңгү дост болалайсиз (Пәнд-нәсиһәтләр 22:6; 23:15, 24, 25ни оқуң). Шуңа, яш Йәһоашни үлгә қилишиңиз үчүн нурғун яхши сәвәпләр бар.
6. Йәһоаш кимниң нәсиһәтлиригә қулақ селишни башлиған вә буниң ақивети қандақ болған? (Тарихнамә 2-язма 24:17, 18)
6 Йәһоашниң яман қарарлиридин савақ елиң. Йәһоядаһ өлгәндин кейин, Йәһоашниң достлири уни яман ишларни қилишқа дәвәт қилған. У Йәһваға қулақ селишниң орниға, Йәһвани яхши көрмәйдиған Йәһуданиң әмирлиригә қулақ селишни таллиған еди (Тарихнамә 2-язма 24:17, 18ни оқуң). Йәһоаш уни тоғра йолдин аздурған әшу яман кишиләрдин жирақ туруши керәкти, шундақ әмәсму? (Пәнд н. 1:10) Бирақ у шундақ қилишниң орниға, уларниң яман мәслиһәтлиригә қулақ салған. Һәтта өзиниң нәврә туққини болған Зәкәрия пәйғәмбәрниң нәсиһитигә қулақ селишниң орниға, уни өлүмгә буйриған (Тар. 2-яз. 24:20, 21; Мәт. 23:35). Бу немә дегән рәһимсиз вә әқилсиз қарар һә! Йәһоаш һаятини яхши башлиған еди, лекин кейин Йәһваға қарши чиқип, Униң пәйғәмбирини өлтүргән. Ахирида, Йәһоашниң хизмәтчилири уни өлтүргән (Тар. 2-яз. 24:22—25). Әгәр Йәһоаш Йәһваға вә Уни яхши көридиған кишиләргә давамлиқ қулақ салған болса, һаяти тамамән башқичә болатти. Бу вәзийәттин қандақ савақ алалайсиз?
7. Қандақ кишиләр билән дост болушимиз керәк? (Рәсимгиму қараң.)
7 Йәһоашниң яман қараридин алалайдиған бир савақ — биз Йәһва Худани сөйидиған вә Уни хурсән қилишни халайдиған кишиләр билән дост болушимиз керәк, чүнки улар бизгә яхши тәсир қилиду. Пәқәт тәңдашлириңиз биләнла дост болмаң. Унтумаңки, Йәһоаш дости Йәһоядаһтин хелила кичик еди. Достларни таллиған чағда өзүңиздин мундақ сорап көрүң: «Достлирим Йәһваға болған иман-етиқадимни күчәйтишкә ярдәм берәмду? Улар мени Худаниң өлчәмлири бойичә яшашқа үндәмду? Улар Муқәддәс китаптики һәқиқәтләр тоғрилиқ сөзлишәмду? Худаниң әхлақий өлчәмлирини һөрмәтләйдиғанлиғини көрситәмду? Улар пәқәт қулиғимға хуш яқидиған нәрсиләрни дәмду яки керәк болғанда маңа нәсиһәт берәмду?» (Пәнд н. 27:5, 6, 17) Әслидә достуңиз Йәһвани сөймисә, ундақ достларниң һечқандақ кериги йоқ. Достлириңиз Йәһвани сөйсә, улардин айрилмаң. Чүнки шундақ достлар сизгә яхши тәсир қилалайду (Пәнд н. 13:20).
8. Иҗтимаий торларни ишлитидиған болсақ, немә тоғрилиқ ойлинишимиз керәк?
8 Иҗтимаий торлар достлиримиз вә аилә әзалиримиз билән һәрқачан алақә қилишниң қолай бир йоли. Лекин көп адәмләр улардин пайдилинип, башқиларға яхши тәсират қалдуруш үчүн өзлириниң немә қилғанлиғи яки немә сетивалғанлиғи тәсвирләнгән сүрәтләрни иҗтимаий торға чиқирип қойиду. Әгәр сизму иҗтимаий торларни ишләтсиңиз, өзүңиздин мундақ сорап көрүң: «Мән башқиларға яхши тәсират қалдурушни халаймәнму? Мәхситим башқиларға илһам-мәдәт беришму яки өзүмни көз-көз қилишму? Иҗтимаий торлардики кишиләрниң ой-пикрим, сөзлирим вә иш-һәрикәтлиримгә яман тәсир қилишиға йол қойимәнму?» Рәһбәрлик кеңәшниң әзаси болуп хизмәт қилған Нейтан Норр шундақ бир мәслиһәт бәргән: «Һәммә адәмләрниң көңлидин чиқишқа тиришмаң, чүнки ахирида һечкимни хошал қилалмайсиз. Йәһваниң жүригини хошал қилишқа тиришиң, шу чағда сиз Уни яхши көридиған кишиләрниң һәммисини хошал қилалайсиз»
КӘМТӘР БОЛУП ҚЕЛИШНИҢ МУҺИМЛИҒИ
9. Йәһва Худа Уззияниң немә қилишиға ярдәмләшкән? (Тарихнамә 2-язма 26:1—5)
9 Уззияға охшаш яхши қарарларни чиқириң. Падиша Уззия яш вақтида кәмтәр еди. У һәқиқий Худадин әйминишни үгәнгән. Уззия 68 жил яшиған вә һаятиниң көпинчә қисмини Йәһва бәрикәтлигән (Тарихнамә 2-язма 26:1—5ни оқуң). Уззия өзи билән дүшмәнләшкән нурғун ят хәлиқләрни мәғлуп қилған вә Йерусалимни яхши қоғдаш үчүн тиришқан (Тар. 2-яз. 26:6—15). Шәк-шүбһисизки, Уззия интайин хошал болған, чүнки Йәһва Худа һемишә униңға ярдәм бәргән (Вәз 3:12, 13).
10. Уззия билән немә болған?
10 Уззияниң яман қарарлиридин савақ елиң. Уззия башқиларға немә қилишни буйруқ қилип үгинип қалған еди. Шуңа, у бәлким немә қилишни халисам, шуни қилимән дәп ойлиған. Бир күни Уззия падиша ибадәтханиға кирип, өз бешимчилиқ қилип, қурбангаһта хушпурақни көйдүрмәкчи болған. Лекин падишаларниң шундақ қилишиға рухсәт қилинмиған еди (Тар. 2-яз. 26:16—18). Баш роһаний Азария уни тохтатмақчи болғанда, Уззия қаттиқ аччиқланған. Бәк әпсус, у бурунқидәк садақәтмәнлигини сақлимиғачқа, Йәһва Худа уни мохо кесили билән җазалиған (Тар. 2-яз. 26:19—21). У кәмтәрлигини сақлап қалған болса, һаяти тамамән башқичә болатти.
11. Кәмтәр болуп қелишимизға немә ярдәм бериду? (Рәсимгиму қараң.)
11 Уззия падишалиғи күчәйгән чағда, Йәһваниң қилған һәммә яхшилиғини унтуп қалған еди. Буниңдин қандақ савақ алалаймиз? Шуни унтумайлики, еришкән бәрикәтлиримиз вә вәзипилиримиз Йәһвадин кәлгән. Өз утуқлиримиз билән махтинишниң орниға, қилалиған яхши ишлиримиз үчүн һәммә шан-шәрәпни Йәһва Худаға беришимиз лазим b (Кор. 1-х. 4:7). Өзүмизниң намукәммәл вә бәзидә түзитишкә муһтаҗ болидиғанлиғимизни кәмтәрлик билән етирап қилишимиз керәк. 60 яшлиқ бурадиримиз мундақ дәйду: «Башқилар хаталиқлиримни түзәткәндә, тезла хапа болмаслиқ яки көңлүмни йерим қилмаслиқни үгәндим. Бәзидә ойлимайла, бәзибир хаталиқни өткүзүп қойсам, башқилар мени түзитиду. Шу чағда өзүмни өзгәртип, давамлиқ қолумдин келишичә, Йәһваға хизмәт қилишқа тиришимән». Һәқиқәтән, Йәһвадин әйминип, кәмтәрликни сақлисақ, һәқиқий хошал-хорам турмушқа еришимиз (Пәнд н. 22:4).
ЙӘҺВАҒА ЙЕҚИНЛИШИШНИ ДАВАМЛАШТУРУҢ
12. Һошия өсмүр чеғида қандақ қилип Йәһва Худаға йеқинлашқан? (Тарихнамә 2-язма 34:1—3)
12 Һошияға охшаш, яхши қарарларни чиқириң. Һошия падиша Йәһва Худаға йеқинлишишқа башлиғанда, техи өсмүр еди. У Йәһва Худани тонуп, Униң ирадисини орунлашни халиған. Лекин яш падишаниң һаяти асан болмиған. Хәлиқ сахта илаһларға ибадәт қилғанда, у пак ибадәт тәрәптә чиң туруши керәкти вә бу униң қолидин кәлгән еди! Техи 20 яшқа кирмигән Һошия падиша хәлиқ арисидики сахта ибадәтни йоқ қилишни башлиған (Тарихнамә 2-язма 34:1—3ни оқуң).
13. Йәһваға өзүңизни беғишлиғандин кейин һаятиңиз қандақ өзгириду?
13 Яш болсиңизму, Һошияға охшаш давамлиқ Йәһваға йеқинлишиң вә Униң есил пәзиләтлири һәққидә үгиниң. Шундақ қилсиңиз, пүтүн һаятиңизни Худаға беғишлаш арзу-истигиңиз күчийиду. Өзүңизни беғишлаш һаятиңизға қандақ тәсир қилиду? 14 йешида чөмдүрүлүштин өткән Лука исимлиқ бурадәр мундақ дәйду: «Әнди мән Йәһваға хизмәт қилишни һаятимда биринчи орунға қоюп, Униң көңлини хурсән қилишқа тиришимән» (Марк 12:30). Сизму шундақ қилишқа тиришсиңиз, мол бәрикәтләргә еришисиз!
14. Һошияни үлгә қилған бәзи қериндашларниң мисаллирини кәлтүрүң.
14 Худаниң яш хизмәтчиси сүпитидә қандақ қийинчилиқларға дуч келишиңиз мүмкин? 12 йешида чөмдүрүлүштин өткән Йохан исимлиқ бурадәр синипдашлириниң униңға бесим қилип, электронлуқ тамакини чекишкә мәҗбурлиғанлиғини ейтип бәргән. Униң бу бесимға қарши турушиға немә ярдәм бәргән? Йохан тамака чекиш саламәтлигигә вә Яратқучи Йәһва билән болған мунасивитигә зиянлиқ екәнлигини өз-өзигә әскәртип турған. 14 йешида чөмдүрүлүштин өткән Рейчел мәктәптики синақларға қарши турушиға немә ярдәм бәргәнлигини чүшәндүрүп мундақ дегән: «Мән дайим Муқәддәс китап вә Йәһвани есимгә салидиған ишларни издәшкә тиришимән. Мәсилән, тарих дәриси Муқәддәс китаптики вақиәләр яки пәйғәмбәрлик сөзлирини есимгә селиши мүмкин. Яки бирси билән параңлашқанда, униңға көрситип беришкә болидиған яхши бир айәт тоғрилиқ ойлаймән». Һошия падиша дуч кәлгән қийинчилиқлардин пәриқлиқ қийинчилиққа дуч келидиғансиз. Лекин униңдин үлгә елип, дана вә садиқ болалайсиз. Һазир яш чеғиңизда қийинчилиқларға бәрдашлиқ бәрсиңиз, бу сизни келәчәктә дуч келидиған қийинчилиқларға тәйярлайду.
15. Һошия падишаниң Йәһваға садиқ болуп қелишиға немә ярдәм бәргән? (Тарихнамә 2-язма 34:14, 18—21)
15 Һошия падиша 26 яшқа киргәндә ибадәтханини ремонт қилиш ишлирини башлиған. Шу чағда Муса пәйғәмбәр арқилиқ берилгән қанун китави тепилған еди. Һошия қанундики сөзләрни аңлиғанда, бу уни дәрһал һәрикәт қилишқа үндигән (Тарихнамә 2-язма 34:14, 18—21ни оқуң). Сизму Муқәддәс китапни дайим оқушни халамсиз? Бәлким, һазир шундақ қилишқа тиришиватқансиз. Өзүңизгә ярдәм берәләйдиған айәтләрни бәлгү селип қоюшни яхши көрәмсиз? Илгири тилға елинған Лука өзи яқтурған ой-пикирләрни йезип қойиду. Сизму өзүңизгә ярдәм беридиған айәтләрни яки ой-пикирләрни есиңизгә селиш үчүн йезип қояламсиз? Муқәддәс китапни яхши билип, уни яхши көргәнсири, Худаға хизмәт қилиш арзу-истигиңиз күчийиду. Худаниң Сөзи Һошия падишани тоғра ишларни қилишқа дәвәт қилғандәк, сизниму тоғра ишларни қилишқа ярдәм бериду.
16. Һошия немә үчүн чоң хаталиқ қилған вә биз буниңдин қандақ савақ алимиз?
16 Һошияниң яман қараридин савақ елиң. Һошия тәхминән 39 яшта болғанда, чоң бир хаталиқ өткүзүп, һаятидин айрилған. У Йәһва Худадин йол-йоруқ сорашниң орниға, өзигә ишәнгән (Тар. 2-яз. 35:20—25). Бу һәммимиз үчүн муһим бир савақ. Мәйли қанчә яшта болайли яки қанчә узун жил һәқиқәттә болайли, давамлиқ Йәһвадин йол-йоруқ издишимиз лазим. Йол-йоруқ издишимиз үчүн дайим дуа қилишимиз, Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип үгинишимиз вә роһий җәһәттин йетилгән қериндашлардин мәслиһәт соришимиз керәк. Шундақ қилсақ, өзүмизни техиму хошал-хорам һис қилип, чоң бир хаталиқларни азирақ өткүзүп қойимиз (Яқуп 1:25).
ЯШЛАР, СИЛӘР БӘХИТЛИК ҺАЯТ КӘЧҮРӘЛӘЙСИЛӘР
17. Йәһуданиң үч падишасидин қандақ савақ алалаймиз?
17 Яш чеғида әҗайип ишларни қилишниң пурсити көп. Йәһоаш, Уззия вә Һошияниң мисаллири яшларниң дана қарар чиқирип, Йәһва Худаниң көңлини хошал қилалайдиғанлиғини көрситиду. Дәрвәқә, көрүп чиққандәк, бу яшлар хаталиқларни өткүзүп, яман ақивәткә қалған. Лекин сиз уларниң яхши тәрәплиридин үлгә елип, уларға охшаш хаталиқларни өткүзүштин сақлансиңиз, шат-хорам һаят кәчүрәләйсиз.
18. Һаятиңиз бәхитлик болалайдиғанлиғини Муқәддәс китаптики қандақ мисаллар көрситиду? (Рәсимгиму қараң.)
18 Муқәддәс китапта Йәһваға йеқинлишип, Униң разилиғиға еришип, хошал-хорам һаят кәчүргән кишиләрниң нурғун мисаллири бар. Уларниң бири Давут падиша. У яш вақтида Худа тәрәптә туруп, кейин садиқ падиша болған. Әлвәттә, у бәзи хаталиқларни өткүзгән, лекин буниңға қаримастин Худа уни садақәтмән киши дәп қариған (Пад. 1-яз. 3:6; 9:4, 5; 14:8). Давутниң һаяти вә садиқ хизмити тоғрилиқ оқуп, илһам-мәдәт алалайсиз. Униңдин башқа, Марк яки Тимотийниң мисаллирини үгәнсиңиз болиду. Улар яш чеғидин башлап, Йәһваға хизмәт қилған вә Худаниң разилиғиға еришип, хошал-хорам һаят кәчүргән.
19. Һаятиңиз қандақ болуши мүмкин?
19 Келәчәктә хошал-хорам һаят кәчүрүшимиз һазирниң өзидә қандақ һаят кәчүрүватқанлиғимиз билән зич бағлинишлиқ. Сиз өз-өзүңизгә әмәс, Йәһва Худаға таянсиңиз, У сизгә йол-йоруқ бериду (Пәнд н. 20:24). Сиз хошал-хорам вә мол бәрикәтләргә толған һаятқа еришәләйсиз. Есиңиздә болсунки, Йәһва Униң үчүн қиливатқан барчә ишлириңизни қәдирләйду. Һаятиңизни асмандики меһир-муһәббәтлик Атиңизға беғишлаштин артуғирақ яхши иш барму?
24-НАХША Көзүң болсун мукапатта
a Яшлар, Йәһва Худа силәрниң Униң билән болған достлуғуңлар синаққа дуч келидиғанлиғини билиду. Асмандики Атиңизниң көңлини хурсән қилидиған дана қарарларни қандақ чиқиралайсиз? Һазир Йәһуданиң падишалири болған үч яшниң мисаллирини көрүп чиқайли. Уларниң мисаллиридин немиләрни үгинәләйдиғанлиғиңизға диққәт ағдуруң.
b jw.org торбетидин «Иҗтимаий торларда чолпан болуш шунчә муһимму?» намлиқ мақалидики «Сахта кәмтәрлик көрситиштин еһтият қилиң» (рус) дегән рамкиға қараң.