Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

40-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Әлчи Петрусқа охшаш давамлиқ садақәтмән болуң

Әлчи Петрусқа охшаш давамлиқ садақәтмән болуң

«Мени қалдурғин, Һакимдарим, чүнки мән гунакар адәммән» (ЛУҚА 5:8).

23-НАХША Йәһва — бизниң күчимиз

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Петрус Әйсаниң мөҗүзә арқилиқ ярдәм бериши билән көп белиқ тутқанда, өзини қандақ һис қилған?

 ПЕТРУС кечичә һечқандақ белиқ туталмиған еди. Һәйран қаларлиқ йери, һәзрити Әйса униңға шундақ дегән: «Чоңқур җайға үзүп, шу йәрдә белиқ тутушқа торларни ташлаңлар» (Луқа 5:4). Петрус белиқ туталишидин гуманланған, амма у Әйсаниң көрсәтмиси бойичә иш қилған. Суға ташланған тор белиққа толуп, еғирлиғидин жиртилишқа башлиған. Петрус вә униң билән биллә ишләватқанлар бу мөҗүзигә гувачи болуп, интайин һәйран болушқан. Петрус: «Мени қалдурғин, Һакимдарим, чүнки мән гунакар адәммән»,— дегән (Луқа 5:6—9). Қаримаққа, Петрус өзини Әйса билән биллә болушқа лайиқ әмәстәк һис қилған.

2. Немә үчүн Петрусниң мисалини көрүп чиқиш биз үчүн пайдилиқ?

2 Петрус растини ейтқан, у гунакар адәм болған. Муқәддәс Язмиларда көрситилгәндәк, у қилған бәзи гәп-сөзләр яки иш-һәрикәтләрдин пушайман қилған. Сизму Петрусқа охшаш һис қилғанму? Бәзи начар миҗәз-хулқиңиз яки изчил давам қиливатқан гунакар хаһишиңиз билән күрәш қиливатамсиз? Әгәр шундақ болса, Петрусниң үлгисини тәтқиқ қилип үгиниш сизгә илһам бериду. Мошуни ойлап көрүң: Петрусниң камчилиқлирини Муқәддәс Язмилардики үзүндиләрдин асанла чиқирип елишқа болатти, бирақ улар бизгә илһам беридиған савақ сүпитидә Муқәддәс Язмиларға киргүзүлгән (Тим. 2-х. 3:16, 17). Бизгә охшаш аҗизлиқлири бар вә охшаш һис-туйғулири болған киши һәққидә үгиниш Йәһваниң биздин мукәммәл болушни күтмәйдиғанлиғини көрүп йетишимизгә ярдәм бериду. Йәһва Худа биздин камчилиқлиримизға қаримастин давамлиқ садақәтмәнликни сақлаш үчүн тиришишимизни күтиду.

3. Немә үчүн садақәтмәнлигимизни сақлишимиз керәк?

3 Немә үчүн садақәтмәнлигимизни сақлишимиз керәк? Бир мисал кәлтүрәйли. Музыкант бир чалғу әсвавини челишни үгиниш үчүн узун жиллар мәшиқ қилиши мүмкин. Шу җәриянда көп қетим хата челип қоюши мүмкин. Амма мәшиқ қилишни давамлаштурса, у бара-бара үгинип, ахирида маһарәтлик бир музыкантқа айлиниду. Шундақ болған тәғдирдиму, у бәзидә йәнә хаталиқ садир қилиши мүмкин, амма у йәнила ваз кәчмәйду. У давамлиқ өз сәнъәт кәспи билән шуғуллиниду. Худди шуниңға охшаш, биз мәлум аҗизлиғимиз үстидин ғәлибә қилғандин кейинму, йәнә оңушсизлиққа учришимиз мүмкин. Бирақ биз йәнила өз мәхситимизгә йетишимиз үчүн давамлиқ күч чиқиримиз. Һәммимиз кейинирәк пушайман қилидиған гәп-сөзләрни яки иш-һәрикәтләрни қилимиз, шундақ болушиға қаримай ваз кәчмәй давамлиқ тиришчанлиқ көрсәтсәк, Йәһва алға илгирилишимизгә ярдәм бериду (Пет. 1-х. 5:10). Петрусниң садақәтмәнлик үлгисини көрүп бақайли. Әйса Мәсиһ Петрусниң камчилиғиға қаримай, униңға меһир-шәпқәт көрсәткәнлиги бизни давамлиқ Йәһва Худаға хизмәт қилишқа үндәйду.

ПЕТРУСНИҢ ТИРИШЧАНЛИҒИ ВӘ ЕРИШКӘН БӘРИКӘТЛИРИ

Петрусниң орнида болсиңиз, сиз немә қилаттиңиз? (4-абзацқа қараң)

4. Луқа 5:5—10-айәтләрдә Петрус өзи тоғрилиқ немә дегән вә Әйса уни немигә ишәндүргән?

4 Муқәддәс Язмиларда Петрусниң немә үчүн өзини «гунакар адәм» дәп ейтқанлиғи яки қайси гуналирини көздә тутқанлиғи тилға елинмиған (Луқа 5:5—10ни оқуң). Бәлким, у бәзи еғир хаталиқларни өткүзгән. Һәзрити Әйса Петрусниң қорққанлиғини билгән. Униң қорқушиниң сәвәви — у өзини Мәсиһ билән биллә болушқа лайиқ әмәс дәп қариған. Лекин Әйса Петрусниң садақәтмәнлигини сақлап қалалайдиғанлиғини билгән. Шуңа, у Петрусқа «қорқма» дегән. Әйсаниң Петрусқа болған ишәнчиси униңға қаттиқ тәсир қилған. Кейин Петрус вә униң иниси белиқчилиқ кәспини ташлап, Әйсаға әгишип толуқ вақит хизмәт қилған. Йәһва Худа уларниң бу қарарини һәр түрлүк йоллар билән бәрикәтлигән (Марк 1:16—18).

5. Петрус қорқунучни йеңип, Әйсаниң тәкливини қобул қилғини үчүн қандақ бәрикәтләргә еришкән?

5 Мәсиһниң әгәшкүчиси болған Петрус нурғунлиған әҗайип вәқиәләрни баштин кәчүргән. У Әйсаниң кесәлләрни сақайтқанлиғи, җинларни қоғлиғанлиғи, һәтта өлүкләрни тирилдүргәнлигини көргән b (Мәт. 8:14—17; Марк 5:37, 41, 42). У йәнә Әйсаниң келәчәктики Падишалиқ сәлтәнити тоғрилиқ ғайиванә көрүнүшни көргән (Марк 9:1—8; Пет. 2-х. 1:16—18). У әшу көргәнлирини һәргизму унтумиған. Дәрвәқә, Петрус Әйсаға әгәшмигән болса, әшу вақиәләрни көрмигән болатти. У сәлбий һис-туйғуларға баш әгмәй, әшу әҗайип бәрикәтләрни қолдин берип қоймиғанлиғи үчүн чоқум интайин хошал болған.

6. Петрус аҗизлиқлирини дәрһал йеңәлигәнму? Чүшәндүрүп бериң.

6 Петрус шундақ иш-вақиәләрни көргән вә аңлиған болушиға қаримай, у йәнила өз камчилиғи билән күрәш қилишқа тиришқан. Бирнәччә мисални көрүп бақайли. Әйса Муқәддәс китаптики бәшарәтләрниң әмәлгә ешиши үчүн өзиниң азаплинип өлидиғанлиғини чүшәндүргәндә, Петрус буниңға қарши чиққан (Марк 8:31—33). Шундақла, Петрус башқа әлчиләр билән кимниң әң улуқ екәнлиги тоғрисида қайта-қайта талаш-тартишларни қилишқан (Марк 9:33, 34). Әйсаниң өлүмидин авалқи күни кечидә Петрус алдирақсанлиқ билән бир кишиниң қулиғини чепивәткән (Йоһ. 18:10). Йәнә шу ахшими Петрус қорқуп кәткәчкә, үч қетим өзиниң дости Әйсадин тенип, уни тонумайдиғанлиғини ейтқан (Марк 14:66—72). Шуниңдин кейин Петрус қаттиқ жиғлиған еди (Мәт. 26:75).

7. Әйса тирилгәндин кейин Петрусқа қандақ пурсәт бәргән?

7 Әйса қаттиқ үмүтсизләнгән әлчисидин ваз кәчмигән еди. У тирилгәндин кейин Петрусқа сөйгү-муһәббитини көрситишкә пурсәт бәргән. Әйса Петрусни өз қойлириниң падичиси сүпитидә кәмтәрлик билән хизмәт қилишқа буйриған (Йоһ. 21:15—17). Петрус Әйсаниң ейтқанлирини орунлашқа тәйяр болған. Петрус Әллигинчи күн мәйримидә Йерусалимда муқәддәс роһ билән майланғанларниң арисида болған.

8. Петрус Антакяда қандақ чоң хаталиқ өткүзгән?

8 Петрус муқәддәс роһ билән майланғандин кейинму өзиниң аҗизлиқлири билән давамлиқ күрәш қилған. Милади 36-жили Худа Петрусни Корнилий исимлиқ йәһудий әмәс кишигә әвәткән. Шу йәрдә Худа Өз муқәддәс роһи билән Корнилийни майлиған. Бу вақиә Худаниң һәммини тәң көридиғанлиғини вә йәһудий әмәсләрму Мәсиһ әгәшкүчилириниң җамаитиниң әзаси болалайдиғанлиғини ениқ испатлиған (Әлч. 10:34, 44, 45). Шуниңдин кейин, Петрус йәһудий әмәс кишиләр билән бир дәстиханда әркин-азадә тамақ йегән. У илгири һечқачан шундақ қилмиған еди (Гал. 2:12). Бирақ, бәзи йәһудий Мәсиһ әгәшкүчилири йәһудийлар вә йәһудий әмәсләргә бир дәстиханда тамақ йейишкә болмайду дәп қариған. Мошу көзқарашта чиң турған бәзи етиқатчилар Антакяға кәлгәндә, Петрус уларни рәнҗитиштин әнсирәп, йәһудий әмәс қериндашлар билән бир дәстиханда олтармайдиған болған. Әлчи Павлус бу сахтипәзликни көрүп, көпчиликниң алдида Петрусни әйиплигән (Гал. 2:13, 14). Мошу хаталиғиға қаримастин, Петрус давамлиқ садиқ болуп қалған. Униңға немә ярдәм бәргән?

ПЕТРУСҚА САДИҚ ҚЕЛИШИҒА НЕМӘ ЯРДӘМ БӘРГӘН?

9. Йоһан 6:68, 69-айәтләр Петрусниң садақәтмәнлиги қандақ тәкитлигән?

9 Петрус садиқ киши болған. У Әйсаға әгишип меңишиға тосқунлуқ қилидиған һечқандақ нәрсигә йол бәрмигән. Мәсилән, бир қетим Әйсаниң өз шагиртлириға улар чүшәнмәйдиған гәпләрни қилғанда, Петрус өз садақәтмәнлигини көрсәткән (Йоһан 6:68, 69ни оқуң). Нурғун кишиләр Әйсаниң ейтқанлирини чүшәндүрүшни тәләп қилиш яки күтүшниң орниға, униңдин ваз кәчкән. Амма Петрус ундақ қилмиған. У «мәңгүлүк һаят сөзлири» пәқәт Әйсада барлиғини чүшәнгән.

Әйса Петрусқа ишәнч қилғанлиғи немә үчүн сизни илһамландуриду? (10-абзацқа қараң)

10. Әйса Петрусқа ишинидиғанлиғини қандақ көрсәткән? (Рәсимгиму қараң.)

10 Һәзрити Әйса Петрустин һәргиз ваз кәчмигән. У әң ахирқи кечиси Петрус вә башқа әлчиләр уни ташлап кетидиғанлиғини билгән. Бирақ у Петрусниң пушайман қилидиғанлиғи вә униң садақәтмәнлигини сақлап қалидиғанлиғиға ишәнгән (Луқа 22:31, 32). Һәзрити Әйса шуни яхши чүшинәтти: «Роһ һошияр, бирақ тән аҗиздур» (Марк 14:38). Шуңлашқа, Петрус уни тонуйдиғанлиғини инкар қилғандин кейинму, Әйса өз әлчисидин ваз кәчмигән еди. Әйса тирилгәндин кейин бир күни Петрус ялғуз болғанда, униңға көрүнгән (Марк 16:7; Луқа 24:34; Кор. 1-х. 15:5). Бу вақиә қилған хаталиғи үчүн көңли йерим болған әлчини қанчилик илһамландурғанду-һә!

11. Әйса Петрусни, Йәһваниң униңға яр-йөләк болидиғанлиғиға қандақ ишәндүргән?

11 Һәзрити Әйса Петрусни Йәһваниң униңға ғәмхорлуқ қилидиғанлиғиға ишәндүргән. Өлүмдин тирилгән Әйса мөҗүзә қилип, Петрус вә башқа әлчиләргә көп белиқ тутушқа ярдәм бәргән (Йоһ. 21:4—6). Шәк-шүбһисизки, бу мөҗүзә Петрусни у муһтаҗ болған барлиқ маддий нәрсиләрни Йәһваниң асанла тәминләп берәләйдиғанлиғиға ишәндүргән. Бәлким, Петрус Әйсаниң илгири ейтқан сөзлирини есигә алған: Худа Падишалиғини һаятида биринчи орунға қойғанларниң еһтияҗлирини Йәһва Худа тәминләп бериду (Мәт. 6:33). Буларниң һәммиси Петрусни һаятида биринчи орунға белиқчилиқ кәспини әмәс, бәлки вәз ейтиш хизмитини қоюшқа дәвәт қилған. У милади 33-жили Әллигинчи күн мәйримидә җасарәт билән көпчилик алдида гувалиқ берип, миңлиған кишиләрниң хуш хәвәрни қобул қилишиға ярдәм бәргән (Әлч. 2:14, 37—41). Униңдин кейин, у самарийәликләр вә йәһудий әмәс кишиләрниңму Мәсиһни қобул қилишиға ярдәм бәргән (Әлч. 8:14—17; 10:44—48). Наһайити ениқки, Йәһва Петрусни ишлитип, һәр түрлүк инсанларни Өз җамаитигә елип кәлгән.

БУНИҢДИН НЕМИНИ ҮГИНИМИЗ?

12. Аҗизлиқлиримиз билән узун вақит күрәш қилғанда, Петрусниң мисалини есимиздә тутуш бизгә қандақ ярдәм берәләйду?

12 Йәһва бизгә садиқ болуп қелишқа ярдәм берәләйду. Болупму биз мәлум бир аҗизлиғимиз билән узунғичә күрәш қилғинимизда садиқлиқни сақлаш һемишәм асан болмайду. Бәзи вақитларда әһвалимиз Петрусниңкидинму қийинирақ болуп көрүнүши мүмкин. Амма шундақ вәзийәттә Йәһва бизгә күч берәләйду (Зәб. 94:17—19). Мәсилән, бир бурадәр һәқиқәтни үгиништин илгири бирқанчә жил охшаш җинислиқлар билән муһәббәтлишип һаят кәчүргән. Кейин у өз һаятини пүтүнләй өзгәртип, Муқәддәс китапниң өлчәмлири билән яшиған. Амма, у бәзидә йәнила хата арзу-һәвәслири билән күрәш қилған. Униң садиқ қелишиға немә ярдәм бәргән? У мундақ дәйду: «Йәһва бизгә күч-қувәт бериду. Муқәддәс роһ ярдимидә һәқиқәт йолида давамлиқ садиқ қелишниң мүмкинлигини чүшәндим. . . Йәһваға хизмәт қиливатқинимдин интайин хурсәнмән. У мениң намукәммәл болушимға қаримастин давамлиқ мени күчләндүриду».

Хорст Хеншель бурадәр 1950-жили, 1-январь күни толуқ вақитлиқ хизмитини башлиған. Сизниңчә, у Йәһваға хизмәт қилғини үчүн пушайман қилғанму? (13, 15-абзацларға қараң) d

13. Әлчиләр 4:13, 29, 31-айәтләргә асасланғанда, биз Петрусни қандақ үлгә қилалаймиз? (Рәсимгиму қараң.)

13 Көргинимиздәк, Петрус бир қанчә қетим инсанлардин қорқуш тузақлириға чүшкән. Амма у җүръәтлик болуш үчүн дуа қилған вә җасарәт билән хизмитини давам қилған (Әлчиләр 4:13, 29, 31ни оқуң). Бизму қорқунучлиримизни йеңәләймиз. Иккинчи дуния уруш вақтида Германиядә яшиған Хорст бурадәр қандақ әһвалға дуч кәлгәнлигини көрүп бақайли. У мәктәптә оқуғанда, бир қанчә қетим бесим астида қорқуп, «Хайль Гитлер!» дегән. Ата-аниси Хорстни әйипләшниң орниға, униң билән бирликтә дуа қилип, Йәһвадин униңға җасарәт беришни өтүнгән. Ата-анисиниң ярдими вә Йәһваға тайиниш арқилиқ Хорст ахирида садиқ қелиш үчүн күч-қувәткә еришкән. Кейин у шундақ дегән: «Йәһва һечқачан мени ташлимиди» c.

14. Көйүмчан ақсақаллар роһий чүшкәнләргә қандақ ярдәм берәләйду?

14 Яратқучимиз Йәһва вә Әйса Мәсиһ биздин ваз кәчмәйду. Петрус Әйсани инкар қилғандин кейин, у муһим бир таллашқа дуч кәлгән. У хизмәт қилишни тохтитамду яки әлчи сүпитидә садиқ болуп қаламду? Петрус етиқадидин ваз кечип кәтмәслиги үчүн Әйса Атиси Йәһваға ялвуруп дуа қилған еди. Әйса бу дуаси һәққидә Петрусқа ейтип, у башқа бурадәрлирини мустәһкәмләйдиғанлиғиға ишинидиғанлиғини билдүргән (Луқа 22:31, 32). Петрус Әйсаниң сөзлирини әсләп, чоқум қәтъий ирадигә кәлгән. Һаятимизда муһим бир қарарни чиқиришқа тоғра кәлгәндә, Атимиз Йәһва көйүмчан ақсақалларни қоллинип, садиқ қелишимизға ярдәм бериши мүмкин (Әфәс. 4:8, 11). Узун жиллар ақсақал болуп хизмәт қилған Пол исимлиқ бурадәр башқиларға шундақ тәсәлли беришкә тиришиду. У көңли йерим қериндашларни Йәһваниң уларни тунҗа қетим һәқиқәткә қандақ җәлип қилғанлиғи һәққидә ойлинип көрүшкә дәвәт қилиду. Кейин у уларни Йәһваниң яхши көридиғанлиғиға ишәндүрүп, уларға Йәһва һәргизму улардин ваз кәчмәйдиғанлиғини әслитиду. Паул шундақ хуласигә кәлгән: «Мән үмүтсизләнгән нурғун кишиләрниң Йәһваниң ярдимини қобул қилип, садиқлиғини сақлап қалғинини көрдүм».

15. Петрусниң вә бурадәр Хорстниң мисали Мәтта 6:33-айәтниң растлиғини қандақ испатлайду?

15 Худди Яратқучи Йәһва Петрус вә башқа әлчиләрниң маддий еһтияҗлирини тәминләп бәргинигә охшаш, әгәр һаятимизда вәз хизмитини биринчи орунға қойсақ, У маддий еһтияҗлиримизни тәминләп бериду (Мәт. 6:33). Иккинчи дуния урушидин кейин илгири тилға елинған Хорст пионер болуш һәққидә ойланған. У интайин кәмбәғәл болғачқа, өзини маддий тәрәптин тәминләш қийин болиду дәп қариған вә толуқ вақитлиқ хизмитини давамлаштуралмаймән дәп гуманланған. Ахирида у немә қилған? Хорст Йәһвани синап бақмақчи болған. Районға җавапкар ақсақал җамаәтни зиярәт қилип кәлгәндә, у бир һәптә вәз хизмитигә чиққан. Һәптә ахирида районға җавапкар ақсақал Хорстқа нәмәлум бир кишидин кәлгән конвертни сунған. У буниңдин интайин һәйран болған. Чүнки конвертниң ичидә бир нәччә ай пионер болуп хизмәт қилишқа йәткидәк пул бар еди. Хорст бу соғатни Йәһваниң уни давамлиқ тәминләп беридиғанлиғиға ишәндүргән. У өмриниң ахириғичә һаятида Худа Падишалиғиниң мәнпәитини биринчи орунға қойған (Мал. 3:10).

16. Петрусниң мисали вә униң язғанлири немә үчүн диққитимизгә сазавәр?

16 Петрус Әйсаға өзидин жирақ турушини ейтқанда, Әйса уни ташлап кәтмигән еди. Петрусниң буниңдин нәқәдәр хошал болғанлиғини тәсәввур қилип көрүң. Әйса давамлиқ Петрусни садиқ әлчи болуп, Мәсиһ әгәшкүчилиригә яхши үлгә болушни үгәткән. Әйсаниң Петрусқа үгәткәнлиридин биз өзүмизгә пайдилиқ нурғун савақларни алалаймиз. Петрус бу савақларни бәзилирини вә башқа көплигән савақларни биринчи әсирдики Мәсиһ җамаитигә әвәткән хетидә тилға алған. Бу хәтләр Муқәддәс Язмиларниң бир қисми. Кейинки мақалидә мошу икки парчә хәттики бир қанчә әскәртишләрни вә уларни бүгүнки күндә һаятимизда қандақ әмәлий қоллиналайдиғанлиғимизни муһакимә қилимиз.

43-НАХША Һошияр, мәһкәм вә қәйсәр бол!

a Бу мақалиниң мәхсити — аҗизлиқлири билән күрәш қиливатқан қериндашларға илһам берип, уларни давамлиқ Йәһваға садиқ хизмәт қилишқа дәвәт қилиш.

b Бу мақалидә нәқил кәлтүрүлгән нурғун айәтләр Муқәддәс китапниң Марк баян қилған хуш хәвиридин елинған. Қаримаққа, у әшу иш-вақиәләрни өз көзи билән көргән Петрустин аңлап язған.

c Хорст Хеншельниң тәрҗимиһалини «Ойғиниш» 1998-жил, 22-февраль санидики «Аиләмниң Худаға болған садиқлиғи маңа илһам берәтти» (рус) намлиқ мақалигә қараң.

d СҮРӘТТӘ: Сәһниләштүрүлгән көрүнүштә Хорст Хеншельниң ата-аниси униң билән дуа қиливатиду вә уни җүръәтлик болушқа үндәватиду.