37-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
54-НАХША Етиқатта чиң турайли
Ахирғичә садиқ болуп қелишимизға ярдәм беридиған хәт
«Әгәр пәқәт башта болған ишәнчлигимизни қаттиқ тутсақ һәм буниңда ахириғичә тәврәнмәй қалсақ, Мәсиһтә несивимиз болиду» (ИБР. 3:14).
АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР
Ибранийлар үчүн йезилған хәттики нәсиһәтләр бу дунияниң ахирғичә бәрдашлиқ берип, садиқ болуп қелишимизға ярдәм бериду.
1, 2. а) Әлчи Паул ибранийларға хәт язғанда, улар қандақ әһвалда болған? ә) Немә үчүн бу хәт дәл вақтида болған?
ЙЕРУСАЛИМ вә Йәһудийәдә яшиған мәсиһийләр Әйсаниң өлүмидин кейин еғир күнләрни баштин кәчүргән. Йеңи җамаәт тәшкил қилинғандин көп өтмәй, улар қаттиқ зиянкәшликкә дуч кәлгән еди (Әлч. 8:1). Андин 20 жил өткәндин кейин улар ачарчилиқтин вә кәмбәғәлликтин азап чәккән (Әлч. 11:27—30). Тәхминән милади 61-жили Мәсиһ әгәшкүчилири үчүн бираз тинч-хатирҗәм вақит болған. Лекин уларни келәчәктә еғир күнләр күтүп турған. Шу тинч вақитта Йәһва Худа әлчи Паулни хәт йезишқа дәвәт қилған. Бу хәттики нәсиһәтләр уларниң келәчәктики вақиәләргә тәйяр болушиға ярдәм бәргән.
2 Шу тинч-хатирҗәм вақит узаққа созулмиған, шуңа ибранийларға йезилған хәт дәл өз вақтида болған. Йеқинда болидиған апәткә бәрдашлиқ берәлиши үчүн, Паул шу қериндашларға пайдилиқ нәсиһәтләрни бәргән. Әйса алдин-ала ейтқан Йерусалимниң вәйран қилиниш вақти йеқинлишип келиватқан еди (Луқа 21:20). Әлвәттә, Паулму, Йәһудийәдә яшиған Мәсиһ әгәшкүчилириму бу апәтниң қачан йүз беридиғанлиғини билмигән. Шундақ болсиму, улар қалған вақитни тоғра пайдилинип, ишәнчисини күчәйтип, тәқабил турушни үгинәләтти (Ибр. 10:25; 12:1, 2).
3. Немә үчүн бүгүнки күндики Мәсиһ әгәшкүчилири ибранийларға йезилған хәткә алаһидә көңүл бөлүши керәк?
3 Бизни пат арида Әйсаниң дәсләпки әгәшкүчилири баштин кәчүргәндинму чоң бир балаю апәт күтиватиду (Мәт. 24:21; Вәһ. 16:14, 16). Ундақта, келиңлар, Йәһва Худа шу етиқатдашларға бәргән әмәлий мәслиһәтләрни көрүп чиқайли. Улар биз үчүнму пайдилиқ болиду.
«ПИШИП-ЙЕТИЛИШКӘ АЛДИРАЙЛИ»
4. Йәһудий Мәсиһ әгәшкүчилири қандақ қийинчилиқларға дучар болған? (Рәсимгиму қараң.)
4 Йәһудий хәлқидин чиққан Мәсиһ әгәшкүчилири көп өзгиришләрни қилиши керәк еди вә бу асанға чүшмигән. Чүнки бир вақитта улар Йәһваниң талланған хәлқи болған. Йәһваниң вәкиллири болған падишалар Йерусалимдин һөкүмранлиқ қилған. Ибадәтхана болса, пак ибадәтниң мәркизи болған. Һәммә садиқ йәһудийлар Тәврат қанунини вә дин рәһбәрлириниң қаидилирини чиң тутқан. Дин рәһбәрлири немә йейиш, хәтнә қилиш, һәтта башқа хәлиқ кишилири билән қандақ алақидә болушқа мунасивәтлик қаидиләрни бәлгүлигән. Бирақ Әйса Мәсиһниң өлүмидин кейин, Йәһва Худа йәһудийларниң ибадәтханида әкәлгән қурбанлиқлирини қобул қилмайдиған болди. Тәврат қануни бойичә яшашни үгинип қалған йәһудий мәсиһийләргә бу өзгиришләрниң һәммисини қобул қилиш оңай болмиған еди (Ибр. 10:1, 4, 10). Һәтта Петрусқа охшаш роһий җәһәттин йетилгән етиқатдашлар үчүнму бәзи өзгиришләргә әмәл қилиш асан болмиған (Әлч. 10:9—14; Гал. 2:11—14). Йәһудий мәсиһийләр йеңи тәлимләрни қобул қилғанлиғи үчүн, дин рәһбәрлириниң ғәзиви қозғалған.
5. Мәсиһниң садиқ әгәшкүчилири қандақ қаршилиқларға дуч кәлгән?
5 Йәһудийәдики етиқатдашлар икки отниң оттурисида болуп қалған. Бир тәрәптин йәһудий дин рәһбәрлири, башқа тәрәптин җамаәттики бәзи һөрмәткә сазавәр мәсиһийләр болған. Дин рәһбәрлири Әйсаниң әгәшкүчилирини динини сетивәткәнләр дәп қариған. Җамаәттики бәзиләр болса, Тәврат қанунини давамлиқ чиң тутушимиз керәк дәп турувалған. Бәлким улар шундақ қилсақ, зиянкәшликтин сақлиналаймиз дәп ойлиған (Гал. 6:12). Мәсиһийләрниң Йәһва Худаға садақәтмәнлигини сақлишиға немә ярдәм бәргән?
6. Әлчи Паул етиқатдашлирини немә иш қилишқа дәвәт қилған? (Ибранийларға 5:14—6:1)
6 Ибранийларға язған хетидә Паул етиқатдашлирини Худа Сөзини чоңқур тәтқиқ қилишқа дәвәт қилған (Ибранийларға 5:14—6:1ни оқуң). Паул Ибраний Язмилирини қоллинип, қериндашлириға Мәсиһ әгәшкүчилириниң Йәһваға ибадәт қилиш усули немә үчүн йәһудий динидин яхширақ екәнлигини чүшәндүргән a. Әлчи Паул шуни билгәнки, мошу мәсиһийләрниң билими ашқансири вә һәқиқәтни чоңқурирақ чүшәнгәнсири, улар сахта тәлимләрни пәриқ қилип, рәт қилалатти.
7. Бүгүнки күндә биз қандақ синақларға дуч келимиз?
7 Биринчи әсиргә охшаш, һазирму Йәһва Худаниң тәләплиригә зит келидиған ой-пикирләр интайин көп. Бәзиләр Йәһва гувачилирини Муқәддәс китапниң җинсий алақигә мунасивәтлик өлчәмлири бойичә яшиғанлиғи үчүн тәнқитләп, җамаәттин чиқириш орунлаштурушини рәһимсиз дәп һесаплайду. Бу дуниядики инсанларниң көзқариши Йәһваниң ой-пикир қилиш тәрзидин барғансири пәриқлиниду (Пәнд н. 17:15). Шу сәвәптин, ишәнчимизни аҗизлаштуридиған, һәтта Худани ташлап кетишкә дәвәт қилидиған бу дунияниң натоғра ой-пикирлирини ениқлап, уларни рәт қилишни үгинишимиз керәк (Ибр. 13:9).
8. Давамлиқ пишип йетилишимизгә немә ярдәм берәләйду?
8 Әлчи Паул йәһудий мәсиһийләрни роһий җәһәттин пишип-йетилишкә дәвәт қилған. Бизму мошу нәсиһәткә қулақ салғинимиз яхши. Бу Йәһва Худани вә Униң көзқаришини яхши чүшиниш үчүн Муқәддәс китапни чоңқур тәтқиқ қилиш керәклигимизни билдүриду. Биз чөмдүрүлгәндин кейинму буни давамлиқ қилишимиз керәк. Һәқиқәттә қанчә узақ вақит болайли, һәммимиз дайим Муқәддәс китапни оқуп, тәтқиқ қилишимиз лазим (Зәб. 1:2). Муқәддәс китапни дайим оқуп-үгиниш әлчи Паул ибранийларға язған хетидә тәкитлигән хисләтни, йәни иман-етиқатни, күчәйтишкә ярдәм бериду (Ибр. 11:1, 6).
«БИЗ. . . ҖЕНИМИЗНИ ТИРИК САҚЛАП ҚЕЛИШ ҮЧҮН ЕТИҚАТИМИЗ БАРЛАРДИН»
9. Немә үчүн биринчи әсирдики Мәсиһ әгәшкүчилири күчлүк иман-етиқатқа егә болуши керәк еди?
9 Йәһудийәгә йеқинлишип келиватқан балаю апәттин аман қелиш үчүн ибраний мәсиһийләрниң етиқади мәһкәм болуши һаҗәт еди (Ибр. 10:37—39). Йерусалимни Рим әскәрлири қоршавалғанлиғини ибраний мәсиһийләр көргәндә, улар таққа қечиши керәклигини Әйса агаһландурған. Әйсаниң нәсиһити шәһәрниң ичидикиләргила әмәс, Йәһудийә зиминида яшиған мәсиһийләрниң һәммисигә мунасивәтлик болған (Луқа 21:20—24). Шу вақитта дүшмәнләр һуҗум қилғанда, адәмләр сепил тамлар билән қоршалған шәһәрдә пана издәп, шу җайда қалатти. Шуңлашқа таққа қечиңлар дегән нәсиһәт бир қаримаққа әқилсиз көрүнүп, шәһәрдин қечиш үчүн мәһкәм ишәнч керәк еди.
10. Күчлүк иман-етиқат Мәсиһ әгәшкүчилирини немә иш қилишқа дәвәт қилатти? (Ибранийларға 13:17)
10 Шундақла Йәһудийәдики мәсиһийләр Әйса җамаәтни башқуруш үчүн тәйинлигән бурадәрләргә ишиниши керәк еди. Йетәкчиликни қолға алған бурадәрләр шу мәсиһийләргә таққа қачан вә қандақ қечишқа болидиғанлиғи тоғрилиқ ениқ көрсәтмиләрни бәргән болуши мүмкин (Ибранийларға 13:17ни оқуң). Әлчи Паул қериндашлириға: «Араңларда өзлиригә рәһбәрлик алидиғанларға итаәтчан болуп, беқиниңлар»,— дегән. Бу уларниң ақсақалларға амал йоқтинла әмәс, лекин уларға ишәнч қилғанлиқтин көрсәтмилиригә бойсунуши керәклигини билдүргән. Шуңлашқа йәһудий мәсиһийләр балаю апәт кәлмәй туруп, ақсақалларға ишәнч қилишни үгиниши керәк еди. Әгәр улар тинч-хатирҗәм мәзгилдә ақсақалларға қулақ салған болса, қийин вақитлардиму бойсунуш асан болатти.
11. Немә үчүн биз күчлүк иман-етиқатқа егә болушимиз муһим?
11 Ибраний мәсиһийләргә охшаш, бизму күчлүк етиқатқа муһтаҗ. Немә үчүн? Чүнки бүгүнки күндә адәмләр бу дунияниң ахири келиватқанлиғиға ишәнмәйду. Улар һәтта буниңға ишәнгәнлигимиз үчүн бизни заңлиқ қилиду (Пет. 2-х. 3:3, 4). Гәрчә Муқәддәс китапта дәһшәтлик чоң балаю апәткә мунасивәтлик бәзи тәпсилатлар ейтилған болсиму, бизгә нурғун нәрсиләр намәлум. Шу сәвәптинму, мошу дунияниң ахири дәл өз вақтида келидиғанлиғиға вә Йәһва Худа шу вақитта бизни ташлимайдиғанлиғиға болған ишәнчимиз чиң болуши муһим (Һаб. 2:3).
12. Дәһшәтлик чоң балаю апәттин аман қелишимизға немә ярдәм бериду?
12 Йәһва бүгүнки күндә хәлқини йетәкләш үчүн қоллиниватқан «садиқ һәм әқил-парасәтлик» қулға ишәнчимизни күчәйтиш лазим (Мәт. 24:45). Римлиқлар Йерусалимни қоршавға алғанда, аман қелиши үчүн мәсиһийләргә ениқ көрсәтмиләр берилгән. Шуниңға охшаш, дәһшәтлик чоң балаю апәт башланғанда, бизгиму шундақ көрсәтмиләр берилиши мүмкин. Йәһва Худаниң тәшкилатида рәһбәрликни өз қолиға алғанларға гуманланмай бойсунушни һазир үгиниш бәк муһим. Әгәр һазирниң өзидә улар бәргән йол-йоруққа ишәнмисәк вә бойсунмисақ, дәһшәтлик чоң балаю апәт йүз бәргәндә, бойсунуш қийин болиду.
13. Немә үчүн Ибранийларға 13:5-айәттә йезилған мәслиһәт муһим болған еди?
13 Таққа қечиш вақти кәлмәй туруп, йәһудий мәсиһийләрниң пулпәрәс болмай, аддий һаят кәчүрүши муһим еди (Ибранийларға 13:5ни оқуң). Уларниң бәзилири ачарчилиқ билән намратлиқ вақтини баштин кәчүргән еди (Ибр. 10:32—34). Улар илгири хуш хәвәр үчүн җапа тартишқа тәйяр болсиму, бәзибирлири байлиқ адәмни намратлиқтин вә хәвп-хәтәрдин қоғдайду дәп ойлашқа башлиған болуши мүмкин. Лекин уларниң пули бәк көп болсиму, Йерусалим вәйран болғанда, пули уларни қоғдап қалалматти (Яқуп 5:3). Әксичә, байлиқни яхши көридиған адәм өйини вә мал-дуниясини ташлап, қечип кетәлмәтти.
14. Күчлүк иман-етиқат мал-дунияға мунасивәтлик қарарлиримизға қандақ тәсир қилиду?
14 Әгәр бу дунияниң йоқ болушиға аз вақит қалғанлиғиға ишәнсәк, пул вә мал-дунияни топлашқа интилмаймиз. Чоң балаю апәттә пулниң һеч қәдир-қиммити болмайду. Адәмләр «йә күмүчи, йә алтуни уларни Йәһва Пәрвәрдигарниң қәһри күнидә аман елип» қалалмайдиғанлиғини чүшиниду (Әзәк. 7:19). Шуңа, келиңлар, көп пул топлашқа әмәс, Йәһваға хизмәт қилип, аддий һаят кәчүрүшкә интилайли. Буниң үчүн, қәризгә боғулуш яки мал-мүлкимизни асрашқа көп вақит чиқириштин нери турайли. Шундақла, мал-дуния һаятимизда әң муһим орунда болуштин еһтият қилишимиз керәк (Мәт. 6:19, 24). Мошу заманниң ахири йеқинлишип қалғансири, биз Йәһва Худаға яки мал-дунияға тайинимизму, шуни таллишимиз керәк.
«СИЛӘРГӘ. . . БӘРДАШЛИҚ КЕРӘК»
15. Немә үчүн Йәһудийәдики Мәсиһ әгәшкүчилири синақларға бәрдашлиқ бериши керәк еди?
15 Йәһудийәдики мәсиһийләрниң алдида балаю апәт күтүп турғанлиқтин, улар етиқадини мәһкәм қилиши керәк еди (Ибр. 10:36). Гәрчә улар шиддәтлик қийинчилиқларға дуч кәлгән болсиму, көпинчиси тинч-хатирҗәм пәйттә һәқиқәтни қобул қилған. Шуңлашқа Паул уларни буниңдинму көп қийинчилиқларға тәйяр болушқа вә Әйса Мәсиһкә охшаш һаятиниң ахирғичә садақәтмән қелишқа дәвәт қилған (Ибр. 12:4). Мәсиһ әгәшкүчилириниң сани көпәйгәнсири, йәһудийларниң қени қайнап, уларға зорлуқ-зомбулуқ көрситишкә башлиған. Мәсилән, Паул мошу хәтни йезиштин бирнәччә жил илгири Йерусалимға барған. Шу йәрдә хуш хәвәрни ейтип жүргәндә, бир топ адәм униңға һуҗум қилған. 40тин ошуқ йәһудийлар: «Паулни өлтүрмигичә, һечнәрсә ичмәймиз һәм йемәймиз, дегән қәсәм» бәргән (Әлч. 22:22; 23:12—14). Мошу қаршилиқларға қаримай, шагиртлар давамлиқ учришишларға бериши, хуш хәвәрни ейтиши һәм ишәнчисини мәһкәм сақлиши керәк еди.
16. Ибранийларға йезилған хәт зиянкәшликкә тоғра көзқарашта болушимизға қандақ ярдәм берәләйду? (Ибранийларға 12:7)
16 Ибраний мәсиһийләр синақларға қандақ бәрдашлиқ берәләтти? Паул уларниң синақларға тоғра көзқарашта болушиға ярдәм бәрмәкчи болған. Шуңа у буни чүшәндүргән: улар бирәр синаққа дуч кәлгәндә, Худа бу синақ арқилиқ уларға тәлим-тәрбийә берәләйду (Ибранийларға 12:7ни оқуң). Синақларни баштин кәчүргәндә, улар Худани хошал қилидиған хисләтләрни үгинип, уларни техиму яхши көрситәләтти. Әгәр шу қериндашлар қийинчилиқларниң қандақ бәрикәт әкелидиғанлиғиға көңүл бөлгән болса, синақларға чидаш оңайирақ болатти (Ибр. 12:11).
17. Әлчи Паул зиянкәшликкә бәрдашлиқ бериш һәққидә немини үгәнгән?
17 Әлчи Паул йәһудий мәсиһийләрни қийинчилиқларға бәрдашлиқ беришкә үндигән. Униң мошу сөзләрни йезиши орунлуқ болған. Чүнки Паул мәсиһий болуштин авал, қериндашларниң қандақ қийинчилиқларға дуч кәлгәнлигини билгән. Шундақла у зиянкәшликкә қандақ бәрдашлиқ беришкә болидиғанлиғини чүшәнгән. Униңдин ташқири, Паул мәсиһий болғандин кейин, қаршилашқучилар тәрипидин көрмигән хорлуқ қалмиған (Кор. 2-х. 11:23—25). Шуниң үчүн ахирғичә чидашқа немә ярдәм беридиғанлиғини Паул ишәнч билән ейталатти. У етиқатдашлар азап чәккәндә өзлиригә әмәс, Йәһва Худаға тайиниш керәклигини әскәрткән. Улар Паул ейтқандәк: «Йәһва — мениң Ярдәмчимдур, қорқмаймән»,— дәп батурлуқ билән ейталатти (Ибр. 13:6).
18. Келәчәк тоғрисидики билим зиянкәшликкә бәрдашлиқ беришимизгә қандақ ярдәм берәләйду?
18 Бүгүнки күндә бәзи етиқатдашлиримиз қаршилиққа учраватиду. Улар үчүн дуа қилип, қолумиздин кәлгиничә ярдәм бәрсәк, уларға тирәк болалаймиз (Ибр. 10:33). Муқәддәс китапта: «Худаға Мәсиһ Әйсада вападарлиқ көрситип яшиғанларниң барлиғи тәқипкә учрайду»,— дәп ениқ ейтилған (Тим. 2-х. 3:12). Шу сәвәптин, һәрбиримиз кәлгүсидә болидиған қийинчилиқларға тәйяр болушимиз керәк. Биз давамлиқ Йәһва Худаға тайинип, бешимизға қандақ синақлар кәлсиму, Униң бизгә чидамлиқ болушимизға ярдәм беридиғанлиғиға гуман қилмайли. Өз вақти кәлгәндә, Йәһва садақәтмән хизмәтчилирини қийинчилиқлардин қутулдуриду (Сал. 2-х. 1:7, 8).
19. Дәһшәтлик чоң балаю апәткә қандақ тәйярлиқ қилалаймиз? (Рәсимгиму қараң.)
19 Паулниң ибранийларға язған хети биринчи әсирдики мәсиһийләрни кәлгүсидә болидиған апәткә тәйярлиқ қилғанлиғи сөзсиз. Әлчи Паул етиқатдашлирини Худа Сөзини тәпсилий тәтқиқ қилишқа вә уни чоңқур чүшинишкә дәвәт қилған. Бу уларниң ишәнчисини аҗизлаштуридиған тәлимләрни ениқлап, рәт қилишиға ярдәм берәләтти. Паул уларни өз етиқадини мәһкәм қилиш үчүн Әйсаниң вә у җамаәттә тәйинлигән бурадәрләрниң көрсәтмилиригә дәрһал қулақ селишқа үндигән. Паул қериндашлириниң синақларға чидиши үчүн, қийинчилиқлириға тоғра көзқарашта болушиға ярдәм бәргән. У чүшәндүргәндәк, Йәһва Худа синақлар вақтида Өз хизмәтчилиригә тәлим-тәрбийә берәләйду. Келиңлар, бизму бу нәсиһәткә қулақ салайли. Шу чағда мошу дунияниң ахириғичә садиқ болуп қалалаймиз (Ибр. 3:14).
43-НАХША Һошияр, мәһкәм вә қәйсәр бол!
a Биринчи бапта әлчи Паул Мәсиһ әгәшкүчилириниң ибадәт усули йәһудийларниң ибадәт қилиш усулидин нәқәдәр үстүн туридиғанлиғини испатлаш үчүн кам дегәндә Ибраний Язмиларниң йәттә үзүндисини тилға алған (Ибр. 1:5—13).