Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ТӘТҚИҚ ҚИЛИШ УСУЛЛИРИ

Оқуп-издиниш вақтида йеңи нәрсиләрни үгинишкә тиришиң

Оқуп-издиниш вақтида йеңи нәрсиләрни үгинишкә тиришиң

Оқуп-издиништин авал өзүңиздин: «Бүгүн немини үгинәләймән?»— дәп сорап беқиң. Лекин есиңиздә болсунки, Йәһва Худа сизгә өзүңиз күтмигән нәрсини үгитиши мүмкин. Шуңа дайим йеңи нәрсиләрни үгинишкә тәйяр болуң. Буниңға немә ярдәм бериду?

Даналиқ сорап дуа қилиң. Йәһвадин: «Маңа һазир пайдилиқ болидиған ойларни көрүшкә ярдәм бәргинә»,— дәп сораң (Яқуп 1:5). Буниңдин башқа, сиз мошу кәмгичә биливалған нәрсиләр йетәрлик дәп ойлимаң (Пәнд н. 3:5, 6).

Муқәддәс китапниң һаятиңизға тәсир қилалайдиған зор күчи бар екәнлигини унтумаң. «Худаниң сөзи тирик» (Ибр. 4:12). Муқәддәс китапни һәр қетим оқуғинимизда, Худаниң тирик Сөзи бизгә һәрхил тәсир қилиши мүмкин. Лекин Худаниң тәлимигә муһтаҗ екәнлигимизни чүшәнгәндила, у бизгә тәсир қилиду.

Йәһва Худаниң дәстихинидики роһий озуқниң һәммисини қәдирләң. Яратқучимиз бизгә беридиған роһий озуқ мол расланған дәстиханға охшайду (Йәшая 25:6). Сизгә қизиқ болмиған мақалиләрни оқуштин қачмаң. Шу чағда Йәһва сизгә яхширақ адәм болушиңизға ярдәм бериду вә сиз йеңи нәрсиләрни билиштин хошал болисиз.