Аял кишиләргә Йәһва Худаға охшаш муамилә қиламсиз?
БИЗ көплигән садиқ аял қериндашлар билән бирликтә Йәһваға ибадәт қилиш шан-шәрипигә егә. Биз бу һәрбир садиқ, ишләмчан аял қериндашлиримизни интайин яхши көримиз вә қәдирләймиз a! Шуңа, бурадәрләр, аял қериндашларни хапа қилмай, камситмай, бәлки уларға һөрмәт билән муамилә қилайли. Бирақ намукәммәл болғачқа, бәзидә бундақ қилиш қийин болиду. Униңдин башқа, чоң болған мәдәнийәтниң тәсиригә учриған бәзи бурадәрләрниң шундақ қилиши техиму асан болмаслиғи мүмкин.
Бәзи бурадәрләр әрләр аялларни камситидиған мәдәнийәттә чоң болған. Мәсилән, Боливиядә яшайдиған, районға җавапкар ақсақал мундақ дегән: «Бәзи әрләр өзиниң әркәк болуп туғулғинидин интайин пәхирлинидиған мәдәнийәттә чоң болғачқа, улар өзлирини аяллардин жуқури санап, аялларни камситиду вә уларни һөрмәтлимәйду». Тайваньда хизмәт қилидиған Шән Сян исимлиқ ақсақал мундақ дәйду: «Мән яшайдиған җайда аяллар әрләрниң ишлириға арилашмаслиғи керәк, яки әр кишиләр бир иш һәққидә мәслиһәт қилғанда, бир киши өз аялиниң ой-пикрини оттуриға қойса, башқа әрләр уни заңлиқ қилиду». Башқа әрләр болса, ундақ қилмисиму, аялларни төвән көридиғанлиғини ишлири яки сөзлири билән чандуруп қойиду. Мәсилән, аялларниң абройини чүширидиған чақчақларни ейтиду.
Кишини хошал қиларлиғи, мәйли қандақ мәдәнийәттә чоң болсун, адәм өз көзқаришини өзгәртәләйду. Әр киши аялдин үстүн дегән ой-пикирдин қутулалайду (Әфәс. 4:22—24). Буниң үчүн Йәһва Худани үлгә қилишимиз керәк. Бу мақалидә биз Яратқучи Йәһваниң аялларға қандақ муамилә қилидиғанлиғини, бурадәрләр аялларға Йәһвадәк муамилә қилишни қандақ үгинәләйдиғанлиғини вә аялларға һөрмәтләштә ақсақаллар башқиларға қандақ үлгә болалайдиғанлиғини муһакимә қилимиз.
ЙӘҺВА ХУДА АЯЛЛАРҒА ҚАНДАҚ ҚАРАЙДУ?
Йәһва Худа аялларға тоғра көзқарашта болушта әң мукәммәл үлгә қалдурған. У һәммә пәрзәнтлирини сөйидиған көйүмчан бир Атиға охшаш (Йоһ. 3:16). Садақәтмән аяллар болса, Униң көз алдида әзизләйдиған қизлиридур. Һазир Йәһва Худа аялларни һөрмәтләйдиғанлиғини қандақ көрситидиғанлиғини көрүп бақайли.
Ярит. 1:27). У әрләрни аялларға қариғанда, әқиллигирәк вә қабилийәтлигирәк қилип яратмиған вә әрләрни аяллардин артуқ көрмәйду (Тар. 2-яз. 19:7). Муқәддәс китаптики һәқиқәтләрни чүшиниш вә Униң әҗайип пәзиләтлирини әкс әттүрүш қабилийитини Йәһва һәр иккилисигә тәң бәргән. У әрләр вә аялларни етиқатлири үчүн охшаш қәдирләйду. Униңдин башқа, Худа әрләр вә аялларға йәр йүзи җәннәттә мәңгү яшаш үмүтини яки асманда падишалар вә роһанийлар болуш үмүтини бериду (Пет. 2-х. 1:1). Ениқки, Яратқучи Йәһва аялларни қилчиму камситмайду.
Йәһва аялларға тәң муамилә қилиду. Худа әрләрни вә аялларни өзигә охшитип яратқан (Йәһва уларға қулақ салиду. У аялларниң һис-туйғулириға вә ғәм-әндишилиригә көңүл бөлиду. Мәсилән, у Раһилә билән Һаннаниң дуалириға қулақ селип, уларниң тилигәнлирини бәргән (Ярит. 30:22; Сам. 1-яз. 1:10, 11, 19, 20). Шундақла, Йәһва Худа Муқәддәс китапни қәләмгә алғанларға әрләрниң өз аяллириниң мәслиһитигә қулақ салғанлиғи тоғрисидики вақиәләрни яздурған. Мәсилән, Йәһваниң буйруғи бойичә Ибраһим аяли Сарәниң сөзигә киргән (Ярит. 21:12—14). Давут Падишаму Абигалниң сөзигә киргән, һәтта Йәһва Абигални униңға нәсиһәт қилишқа әвәткәнлигини ейтқан (Сам. 1-яз. 25:32—35). Атисиниң пәзиләтлирини мукәммәл әкс әттүргән Әйсаму аниси Мәрийәмниң сөзигә бойсунған (Йоһ. 2:3—10). Бу мисаллардин көргинимиздәк, Йәһва Худа аялларниң сөзигә қулақ селип, уларни интайин һөрмәтләйду.
Йәһва аялларға ишәнч қилиду. Мәсилән, Йәһва Худа Һава аниға ишинип, йәр йүзини пәрвиш қилишқа ярдәм беришни тапшурған (Ярит. 1:28). Буниңдин көримизки, Йәһва Худа Һава анини Адәм атидин төвән көрмигән, әксинчә ярдәмчи һәмра болушқа яратқан. Буниңдин башқа, Худа Дебора билән Хулдадәк аял пәйғәмбәрләргә Өз хәлқигә, һәтта һаким вә падишаға мәслиһәт беришни тапшурған (Һак. 4:4—9; Пад. 2-яз. 22:14—20). Бүгүнки күндә Йәһва етиқатчи аялларға ишинип, көплигән ишларни тапшуриду. Бу садиқ аял етиқатчилар вәз ейтқучи, пионер вә миссионер сүпитидә хизмәт қилиду. Улар ибадәт өйлирини, Бәйтәл беналириниң лайиһисини планлаш, қурулуш вә ремонт қилиш ишлириға қатнишиду. Уларниң бәзилири Бәйтәлдә яки жирақлаштурулған тәрҗимә идарилиридә ишләйду. Бу аял қериндашлар болса, Йәһва Худа Өз ирадисини орунлашта ишлитидиған зор бир қошундур (Зәб. 68:11). Шәк-шүбһисизки, Яратқучи Йәһва һәргиз аялларни аҗиз яки қолидин иш кәлмәйду дәп қаримайду.
БУРАДӘРЛӘР, АЯЛЛАРҒА ЙӘҺВАДӘК МУАМИЛӘ ҚИЛИШНИ ҚАНДАҚ ҮГИНӘЛӘЙСИЛӘР?
Бурадәрләр, силәр аялларға Йәһва Худаға охшаш муамилә қиламсиләр? Буни билиш үчүн өз ой-пикриңларни вә иш-һәрикәтлириңларни сәмимийлик билән тәкшүрүп көрүңлар. Буни қандақ қилалайсиләр? Рентген машиниси бир кишиниң жүрәк кесили бар-йоқлиғини билишкә ярдәм бәргәндәк, ишәнчлик достуңиз вә Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш қәлбиңларда аялларға қарита қандақту бир натоғра көзқараш бар-йоқлиғини ениқлашқа ярдәм бериду. Шундақ ярдәмгә еришиш үчүн немә қилалайсиләр?
Ишәнчлик достуңиздин сорап көрүң (Пәнд н. 18:17). Көйүмчан вә дана достуңиздин мундақ сорап көрүң: «Сениңчә, мән аял қериндашларға қандақ муамилә қилимән? Уларни һөрмәтләйдиғанлиғимни улар һис қиламду? Уларға муамилә қилишта өзгәртишкә тегишлик тәрәпләр барму?» Әгәр достуңиз өзгәртишкә муһтаҗ болған тәрәплириңизни көрситип бәрсә, униңға хапа болмаң вә өзүңизни ақлашқа тиришмаң. Буниң орниға өзгиришкә тәйяр болуң.
Худа Сөзини тәтқиқ қилиң. Аялларға болған муамилимизни тәкшүрүшниң әң яхши усули — Муқәддәс китап асасида көзқарашимизни вә һәрикәтлиримизни тәкшүрүш (Ибр. 4:12). Муқәддәс китапни тәтқиқ қилғинимизда, аялларға яхши яки яман муамилидә болған әрләр тоғрилиқ билимиз. Уларниң иш-һәрикәтлирини өзүмизниңки билән селиштурсақ болиду. Буниңдин башқа, Муқәддәс китаптики нурғун айәтләрни бир-бири билән селиштуруш айәтләрниң алди-кәйнидики мәзмунларға диққәт қилмай, пәқәт бирла айәткә асаслинип, аялларға натоғра көзқарашта болуштин сақлинишқа ярдәм бериду. Мәсилән, Петрусниң 1-хети 3:7-айәттә әрләрниң аялларға «назугирақ қачилардәк уларни авайлап муамилә» қилиши керәклиги ейтилған b. Бу аял киши әр кишидин төвән, қабилийәтсиз вә әқли кам дегәнни билдүрәмду? Яқ, һәргизму ундақ әмәс! Петрусниң сөзлирини Галатилиқларға 3:26—29 айәтләрдики Паулниң сөзлири билән селиштуруп бақайли. Бу йәрдә Йәһва Худаниң әрләрни вә аялларни асманда Әйса билән бирликтә һөкүмранлиқ қилишқа таллиғанлиғи ейтилған. Әгәр биз Муқәддәс китапни әстаидил тәтқиқ қилип үгәнсәк вә яхши достлиримиздин аялларға қандақ муамилә қиливатқанлиғимиз тоғрилиқ сорап көрсәк, уларға лайиқ һөрмәт көрситишни үгинәләймиз.
АҚСАҚАЛЛАР АЯЛ ҚЕРИНДАШЛАРҒА БОЛҒАН ҺӨРМИТИНИ ҚАНДАҚ КӨРСИТИДУ?
Җамаәттики бурадәрләр аял қериндашларни һөрмәтләшни көйүмчан ақсақаллардин үгинәләйду. Мошу җәһәттин, ақсақаллар қандақ үлгә болалайду? Төвәндә улар қилиши зөрүр болған ишларни көрүп бақайли.
Улар қериндашларни махтайду. Әлчи Паул ақсақаллар үчүн яхши үлгә қалдурған. У Римдики җамаәткә язған хетидә бирнәччә аял қериндашни махтиған (Рим. 16:12). Униң бу хети пүтүн җамаәтниң алдида оқулған чағда, әшу қериндашларниң көңли қанчилик сөйүнгәнлигини тәсәввур қилип көрүң. Бүгүнки күндә көйүмчан ақсақаллар һәм шундақ қилиду. Улар қериндашларниң есил-пәзиләтлирини көриду вә Йәһваға садиқ хизмәт қилғанлири үчүн махтайду. Шу чағда қериндашлар башқиларниң өзлирини чоңқур һөрмәтләйдиғанлиғини билиду вә өзлирини қәдирләйдиғанлиғини һис қилиду. Ақсақалниң махташ сөзлири қериндаш дәл аңлашқа муһтаҗ болған сөзләр болуши мүмкин, бу уни давамлиқ Йәһва Худаға садақәтмәнлик билән хизмәт қилишқа дәвәт қилиду (Пәнд н. 15:23).
Ақсақал бир қериндашни махтиғанда, сәмимий вә ениқ бир ишини тилға елип махтиса яхши болиду. Джессика исимлиқ бир аял қериндаш мундақ дәйду: «Бурадәрләр мени “яхши қилдиңиз, ярайсиз!” дәп махтиса, мән хошал болуп қалимән. Лекин ениқ бир нәрсини тилға елип махтиған чағда, мәсилән, балилиримға җамаәттә тинч олтиришни үгәткәнлигимни яки Муқәддәс китап үгиниватқан бирини машинида учришишқа елип келишкә вақит чиқарғанлиғимни тилға алса, бу маңа техиму көп илһам-мәдәт бериду». Ақсақаллар аял қериндашларни ениқ бир иши үчүн махтиғанда, улар өзлириниң қадир-қиммитини һис қилиду.
Ақсақаллар аял қериндашларни тиңшайду. Кәмтәр ақсақаллар пәқәт өзлирила яхши ой-пикирләрни ойлап чиқиралайду дәп ойлимайду, бәлки улар аял қериндашлардин мәслиһәт сорап, уларниң сөзлиригә қулақ селишқа тәйяр болиду. Улар бундақ қилғанда, қериндашларға илһам-мәдәт берип қалмай, өзлириму буниң пайдисини көриду. Бәйтәлдә хизмәт қилидиған Герардо исимлиқ бир ақсақал мундақ дегән: «Мән аял қериндашлардин көзқариши яки ой-пикрини сориғанда, Бәйтәлдики хизмитимниң үнүми техиму яхши болидиғанлиғини байқидим. Көпинчә вақитларда аял қериндашлар бурадәрләргә қариғанда, мәлум бир хизмәтни көпирәк вақит атқуруп кәлмәктә вә тәҗрибиси мол». Җамаәттә болса, көплигән аял қериндашлар пионер болуп хизмәт қилғачқа, улар йәрлик кишиләр тоғрилиқ көп билиду. Шуңлашқа Брайан исимлиқ ақсақал мундақ дәйду: «Қәдирлик аял қериндашлиримиз тәшкилатниң хизмити үчүн көп күч чиқирип, өзини пида қиливатиду. Шуңа, уларниң тәҗрибисидин толуқ пайдилинайли!»
Дана ақсақаллар аял қериндашларниң бәргән тәклип-пикирлирини дәрһалла рәт қилмайду. Немә үчүн? Эдвард исимлиқ ақсақал мундақ дәйду: «Бир бурадәр бир аял қериндашниң көзқариши вә тәҗрибисидин пайдиланғанда, бир мәсилигә техиму көп тәрәптин қаралайду вә башқиларниң һис-туйғулирини техиму яхширақ чүшинәләйду» (Пәнд н. 1:5). Һәтта ақсақал аял қериндаш оттуриға қойған тәклип-пикиргә асасән бир иш қилалмисиму, униң көзқарашини, тәҗрибисини яки чүшәнчилирини ортақлашқанлиғи үчүн махтап, рәхмәт ейтса болиду.
Ақсақаллар аял қериндашларға үгитиду. Дана ақсақаллар қериндашларға үгитиш үчүн пурситидин пайдилиниду. Мәсилән, чөмдүрүлүштин өткән бурадәрләр йоқ болуп қалған әһвалда аял қериндашларға вәз хизмәт учришишини өткүзүшини үгәтсә болиду. Ақсақаллар йәнә қериндашларға қурал-үскүнә, әсвапларни яки техникини ишлитишкә үгәтсә болиду. Шундақ болғанда, аялларму тәшкилатимизниң ремонт, асраш вә қурулуш ишлириға қатнишалайду. Бәйтәлдики җавапкар ақсақаллар қериндашларни ремонт қилиш, керәклик нәрсиләрни сетивелиш, бухгалтерлиқ ишларни қилиш, компьютерлиқ программиларни вә башқиму нурғун ишларни қилишқа үгитәләйду. Ақсақаллар аял қериндашларни үгәткәндә, уларниң қәбилийәтлик вә ишәнчлик дәп қарайдиғанлиғини көрситиду.
Ақсақаллар қериндашларға үгәткәндин кейин, уларму үгәнгәнлирини ишлитип башқиларға ярдәм берәләйду. Мәсилән, уларниң бәзилири қурулуш ишлирида үгәнгән маһарәтлирини кейинчә апәт йүз бәргән җайларда қериндашларниң өйлирини ремонт қилишта ишләткән. Йәнә бәзилири болса, аммивий орунларда вәз қилишни үгинип, кейин буни башқа қериндашларға үгәткән. Аял қериндашлар өзлирини үгәткән ақсақаллар тоғрилиқ немә дәйду? Дженнифер мундақ дәйду: «Мән Ибадәт өйиниң қурулушиға қатнашқанда, җавапкар бурадәр вақит чиқирип, маңа көп нәрсиләрни үгәтти. У мән қилған һәрбир ишни байқап, мени махтиди. Униң билән ишләшни интайин яқтуруп қалдим. Чүнки өзүмни қәдирләнгәндәк вә ишәнчилик саналғандәк һис қилдим».
АЯЛ ҚЕРИНДАШЛАРҒА БИР АИЛӘ КИШИЛИРИДӘК МУАМИЛӘ ҚИЛИШНИҢ ПАЙДИСИ
Йәһва Худаға охшаш бизму садиқ аял қериндашлиримизни яхши көрүмиз! Уларни аилимизниң әзалиридәк көрүмиз (Тим. 1-х. 5:1, 2). Улар билән хизмәтдаш болуш биз үчүн чоң шан-шәрәп. Аял қериндашлиримизниң уларни яхши көридиғанлиғимизни вә қоллап-қувәтләйдиғанлиғимизни һис қилишини халаймиз. Ванесса исимлиқ қериндаш мундақ дегән: «Йәһваниң тәшкилатида роһумизни көтирип, бизгә илһам-мәдәтләрни беридиған бурадәрләр көп. Мән шундақ аилиниң әзаси болғиним үчүн Йәһваға чәксиз миннәтдармән». Тайваньда яшайдиған бир қериндишимиз мундақ дегән: «Аялларни қәдирләп, уларниң һис-туйғулириға көңүл бөлидиған Йәһва Худаға вә униң тәшкилатиға бәк миннәтдармән. Бу ишәнчимни техиму күчәйтиду вә Йәһваниң тәшкилатиниң бир әзаси болуш шан-шәривини техиму қәдирләймән».
Яратқучимиз Йәһва садиқ әрләрниң аялларни әзизләп, уларға һөрмәт билән муамилә қилғанлиғини көргәндә, чоқум интайин пәхирлиниду! (Пәнд н. 27:11) Шотландиядә яшайдиған Бенджамин исимлиқ ақсақал мундақ дегән: «Бу дунияда нурғун әрләр аялларни қилчиму һөрмәтлимәйду. Шуңа, аяллар ибадәт өйүмизгә кәлгәндә, уларниң бу дуниядин пәриқлиқ һис-туйғуда болушини халаймиз». Ундақта, һәммимиз Йәһва Худани үлгә қилип, әзиз аял қериндашлиримизға меһир-муһәббәт вә һөрмәт билән муамилә қилайли. Улар буниңға лайиқ! (Рим. 12:10)
a Бу мақалидә «қериндашлар» дегән сөз бир туққан қан қериндашларни әмәс, бәлки имандашларни көрситиду.
b «Назугирақ қачилар» ипадисиниң тәпсилий чүшәндүрүшини оқуш үчүн «Күзитиш мунари» (рус) 2005-жил, 1-март саниниң «Той қилған әр аяллар үчүн дана көрсәтмиләр» вә «Күзитиш мунари» (рус) 2006-жил, 15-май саниниң «Назук қачиниң қиммити» намлиқ мақалини көрүп чиқиң.