3-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
18-НАХША Худаниң чин муһәббити
Бешиңизға еғир күн чүшкәндә Йәһва сизгә ярдәм бериду
«[Йәһва] силәрниң ишәнчлик таянчиңлар» (ЙӘШАЯ 33:6).
АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР
Бешимизға күн чүшкәндә Йәһваниң ярдимигә еришиш үчүн немә қилалаймиз?
1, 2. Йәһваниң садиқ хизмәтчилири қандақ қийинчилиқларға дуч келиши мүмкин?
КҮТМИГӘН иш-вақиәләр бир кечидә һаятимизни пүтүнләй өзгәртиши мүмкин. Мәсилән, Луис a исимлиқ бурадәр интайин аз учрайдиған бирхил рак кесили билән ағриған еди. Дохтур униңға бирнәччә айдин кейин өлүп кетидиғанлиғини ейтқан. Моника йолдиши билән роһий ишларға биллә паал қатнашқан. Бирақ бир күни Моника ақсақал болған йолдишиниң узун жиллардин буян йошурун гуна қилип келиватқанлиғини билиду. Турмушқа чиқмиған Оливия исимлиқ қериндаш қаттиқ боран-чапқун йеқинлап кәлгәчкә, өйини ташлап бехәтәр җайға қечишқа мәҗбур болған. У қайтип кәлгәндә, өйи пүтүнләй вәйран болған еди. Бу етиқатдашларниң һаяти бир дәқиқидә астин-үстүн болуп кәткән. Сизниң бешиңизға шундақ күнләр кәлгәнму? Сизму һаятиңизни астин-үстүн қилидиған ишларға йолуққанму?
2 Йәһваниң садиқ хизмәтчилириму һәммә адәмләргә охшаш һаятта түрлүк қийинчилиқларға дуч келиду. Буниңдин башқа, Худаниң хәлқи сүпитидә дүшмәнләрниң қаршилиғи вә зиянкәшлигигә учраймиз. Гәрчә Яратқучимиз Йәһва бизни шу қийинчилиқлардин һимайә қилмисиму, бизгә ярдәм беридиғанлиғини вәдә қилған (Йәшая 41:10). Униң ярдими билән, мәйли қандақ қийин синақларға дуч кәлмәйли, хошаллиғимизни жүтүрүп қоймай, тоғра қарарларни чиқиралаймиз вә Йәһваға садиқ болуп қалалаймиз. Бу мақалидә бешимизға еғир күн чүшкәндә, Йәһва Худа бизгә қандақ төрт йол билән ярдәм беридиғанлиғини көрүмиз. Йәнә Йәһваниң ярдимигә еришиш үчүн немиләрни қилишимиз лазимлиғини көрүп чиқимиз.
ЙӘҺВА СИЗГӘ ХАТИРҖӘМЛИК БЕРИДУ
3. Бешимизға күн чүшкәндә немини қилиш қийин болуши мүмкин?
3 Қийинчилиқ. Бешимизға күн чүшкәндә, тоғра ой-пикир жүргүзүш вә қарар чиқириш қийин болуши мүмкин. Чүнки шундақ вақитларда көзүмиздин яш қурмай, ичимиз дәрт-әләмгә толиду. Көп ғәм-әндишиләрни қилип, еғир жүкни көтүрүп жүргәндәк һис қилимиз. Мақалиниң бешида тилға елинған икки қериндаш қандақ һис-туйғуда болғанлиғини ейтип бәргән. Оливия мундақ дәйду: «Боран-чапқун өйүмни вәйран қилғанда, өзүмни жүтүрүп қойдум, йәлкәмгә тағни артип қойғандәк һис қилдим». Моника йолдишиниң вапасизлиғи тоғрилиқ мундақ дәйду: «Шунчилик үмүтсизләндимки, һис-туйғулиримни сөз билән ипадиләш мүмкин әмәс. Бу жүригимни пичақ тиққандәк зедә қилди. Әнди қандақ һаят кәчүримән дәп ойлидим. Шундақ күнниң бешимға кәлгинигә ишинәлмидим». Шундақ қаттиқ азап чәккинимиздә, Йәһва Худа бизгә қандақ ярдәм бериду?
4. Филипиликләргә 4:6, 7-айәтләргә асасланғанда, Йәһва Худа бизгә немини вәдә қилиду?
4 Йәһва бизгә қандақ ярдәм бериду? У жүригимизни тинч-хатирҗәм қилидиғанлиғини вәдә қилған (Филипиликләргә 4:6, 7ни оқуң). Муқәддәс китапта бу «Тәңриниң течлиғи» дәп атилиду. Йәһва Худа билән йеқин достлуқ мунасивәттә болғачқа, биз шундақ тинч-хатирҗәмликни һис қилимиз. «Тәңриниң течлиғи» болса, «һәрқандақ ой-пикирдин үстүн», йәни биз тәсәввур қилалиғандинму ешип чүшидиған тинч-хатирҗәмликтур. Йәһваға чиң қәлбиңиздин дуа қилғандин кейин өзүңизни интайин тинч-хатирҗәм һис қилған чағлириңиз болғанму? Әшу һис-туйғу дәл «Тәңриниң течлиғи».
5. Тәңриниң течлиғи жүригимиз вә әқлимизни қандақ сақлайду?
5 Бу айәтләрдә «Тәңриниң течлиғи жүрәклириңларни, һәм әқлиңларни. . . сақлайду» дәп йезилған. «Сақлаш» дегән бу сөз грек тилидики әсли текстида шәһәрни дүшмәнләрниң һуҗумлиридин қоғдаш үчүн қаравуллуқ қилидиған әскәрләрни тәсвирләштә ишлитилгән. Шәһәр дәрвазилирида күзәтчиләрниң туридиғанлиғини билгәчкә, турғунлар һеч немидин ғәм қилмай тинч-хатирҗәм ухлиған еди. Шуниңға охшаш, Худаниң течлиғи жүригимиз вә ой-пикримизни коғдиғанда, биз тинч-хатирҗәмликни һис қилимиз вә көңлүмиз арам тапиду (Зәб. 4:8). Гәрчә қийинчилиғимиз дәрһал һәл қилинмисиму, биз Һаннаға охшаш өзүмизни тинч-хатирҗәм һис қилалаймиз (Сам. 1-яз. 1:16—18). Көңлүмиз хатирҗәм болса, яхши ойлинип, дана қарарларни чиқириш асанирақ болиду.
6. Худаниң течлиғини һис қилиш үчүн немә қилалаймиз? (Рәсимгиму қараң.)
6 Биз немә қилишимиз керәк? Өзүңизни аварчилиққа учриғандәк һис қилғанда, “сақчиларни чақириң”, йәни Худадин өзүңизни қоғдашни өтүнүң. «Тәңриниң течлиғини» һис қилғичә қайта-қайта дуа қилиң (Луқа 11:9; Сал. 1-х. 5:17). Мақалиниң бешида тилға елинған Луис пәқәт бирнәччә ай һаят кәчүрәләйдиғанлиғини билгәндә, аяли Анна билән немә қилған? У мундақ дәйду: «Шундақ қийин вәзийәтләрдә давалиниш вә башқиму мәсилиләрдә қарарларни чиқириш интайин қийин екән. Бирақ пәқәт дуаниң ярдими билән көңлүмиз арам тапти». Луис аяли Анна иккилиси қайта-қайта қаттиқ дуа қилип, Йәһва Худадин тинч-хатирҗәмлик вә тоғра қарар чиқириш үчүн даналиқ сориған. Шундақ қилип, улар Йәһваниң ярдимигә еришкән. Әгәр сизму қийин күнгә қалсиңиз, қайта-қайта дуа қилиң. Шу чағда Йәһваниң течлиғи қәлбиңизни вә ой-пикриңизни қоғдайду (Рим. 12:12).
ЙӘҺВА ТӘҢПУҢЛУҚНИ САҚЛИШИҢИЗҒА ЯРДӘМ БЕРӘЛӘЙДУ
7. Биз еғир синаққа дуч кәлгәндә, немиләрни һис қилишимиз мүмкин?
7 Қийинчилиқ. Бешимизға күн чүшкәндә, һис-туйғулиримиз, ой-пикиримиз вә униңға болған инкасимиз адәттикидәк чағлардин көп пәриқлиқ болуши мүмкин. Худди боран-чапқунда қалған кемә арқа-арқидин келиватқан күчлүк долқунлири һәр тәрәпкә чайқалғандәк, бизниң һис-туйғулиримизму шундақ болуши мүмкин. Луис вапат болғандин кейин, аяли Аннаниң һәрхил һис-туйғулири болған еди. У мундақ дәйду: «Бәзидә көңлүм қаттиқ ерим болғанда, өзүмни интайин бечарә сәзәттим, бәзидә йолдишимниң өлүп кәткинигә қаттиқ аччиғим келәтти». У өзини ялғуз һис қилған вә бурун йолдиши қилған қарарлар әнди өзигә қалғачқа, көңли паракәндә болған. Шундақ һәрхил һис-туйғулиримиз болғанда, Йәһва бизгә қандақ ярдәм берәләйду?
8. Йәшая 33:6-айәттә йезилғандәк, Йәһва бизни немигә ишәндүриду?
8 Йәһва бизгә қандақ ярдәм бериду? Йәһва бизни тәңпуңлуғимизни сақлишимизға ярдәм беридиғанлиғиға ишәндүриду (Йәшая 33:6ни оқуң). Кемә боран-чапқунға учриғанда, һәр тәрәпкә қаттиқ чайқилишқа башлайду. Шундақ вәзийәткә дуч кәлгәндә, кемә өрүлүп кәтмәслиги үчүн адәттә кеминиң икки тәрипиниң суға чөкүп турған қисмиға алаһидә палақлар орнитилған болиду. Мошу палақларниң ярдими билән кемә қаттиқ чайқалмайду вә йолувчилар техиму бехәтәр вә тинч-аман сәпәр қилалайду. Амма кеминиң чайқилишини азайтидиған палақлар пәқәт кемә алға илгириләп маңғандила әң яхши ярдәм берәләйду. Дәл шуниңдәк, бешимизға еғир күнләр кәлгән чағларда Йәһва Худаға садиқ хизмәт қилишни давамлаштурсақ, У бизниң тәңпуңлуғимизни сақлишимизға ярдәм бериду.
9. Тәтқиқ қилиш қураллиримиз тәңпуңлуқни сақлишимизға қандақ ярдәм бериду? (Рәсимгиму қараң.)
9 Немә қилишимиз керәк? Һис-туйғулириңиз билән күришиватқан болсиңиз, давамлиқ роһий ишлар билән мәшғул болуш үчүн күч селиң. Бәлким, бурунқидәк көпирәк хизмәт қилалмай келиватқан болушиңиз мүмкин, бирақ шуни есиңиздә тутуңки: Йәһва сизниң қолуңиздин кәлмәйдиған ишни қилишиңизни күтмәйду (Луқа 21:1—4ни селиштуруң). Униңдин башқа, шәхсий үгиниш өткүзүп, чоңқур ойлинишқа вақит чиқириң. Йәһва Худа Өз тәшкилати арқилиқ тәңпуңлуқни сақлишиңизға ярдәм беридиған һәр түрлүк мақалиләр вә видеоларни тәминләп бәргән. «JW Library» программиси, «Күзитиш мунари материаллар көрсәткүчи» вә «Йәһва гувачилириниң йол көрсәткүчидин» өзүңизгә керәк мәлуматни тапалайсиз. Жуқурида тилға елинған Моника қериндишимиз азаплиқ һис-туйғулири боран-чапқунға охшаш күчийишкә башлиғанда, дәрһал мошу издиниш қураллиридин пайдиланған. Мәсилән, дәсләп «аччиқлиниш», «асийлиқ» яки «вападарлиқ» дегәнләрни йезип, шу тоғрилиқ издәнгән. Кейин шу мәлуматларни җени арам тапқичә давамлиқ оқуған. У мундақ дәйду: «Оқушни башлиғанда, көңлүм қаттиқ беарам болуп, қаттиқ әнсиридим. Бирақ көңүл қоюп оқуғандин кейин, Йәһваниң мени бағриға басқанлиғимни һис қилдим. Йәһва мениң һәммә һис-туйғулиримни чүшинипла қалмай, маңа ярдәм қолини сунуп кәлгәнлигини көрүп йәттим». Йәһва Худа өзүңизни тинч-хатирҗәм һис қилғичә, тәңпуңлуқни сақлишиңизға ярдәм бериду (Зәб. 119:143, 144).
ЙӘҺВА СИЗНИ ҚОЛЛАП-ҚУВӘТЛӘЙДУ
10. Жүрәкни ағритидиған еғир қийинчилиққа дуч кәлгәндә, өзүмизни қандақ һис қилишимиз мүмкин?
10 Қийинчилиқ. Жүрәкни ағритидиған еғир қийинчилиққа дуч кәлгәндә, эмоциялиқ күчимиз түгәп, күч-қувитимиз қалмай, өзүмизни аҗиз һис-қилишимиз мүмкин. Бәлким, өзүмизни яриланған спортчиға охшаш һис қилимиз. Өз вақтида у яхши жүгрәтти, һазир болса ақсап меңиватиду. Шуниңға охшаш, өз вақтида бизму асанла қилип жүргән ишларни һазир аран-аран қилимиз, һәтта яхши көридиған ишларни қилишқа арзу-истигимиз қалмиған болуши мүмкин. Илияс пәйғәмбәргә охшаш, бәлким орнимиздин турмай, пәқәт ухлап йетишни халаймиз (Пад. 1-яз. 19:5—7). Шундақ вақитларда Йәһва Худа бизгә қандақ ярдәм берәләйду?
11. Йәһва Худа бизгә йәнә қандақ ярдәм бериду? (Зәбур 94:18).
11 Йәһва бизгә қандақ ярдәм бериду? У бизни қоллап-қувәтләйдиғанлиғини вәдә қилиду (Зәбур 94:18ни оқуң). Яриланған спортчи бирсиниң ярдимигә муһтаҗ болғандәк, бизму Йәһва Худаға давамлиқ хизмәт қилишимиз үчүн ярдәмгә муһтаҗ болумиз. Шундақ вақитларда Йәһва бизгә мундақ капаләт бериду: «Йәһва сени оң қолуңдин тутуп: “Қорқма, Мән саңа ярдәмлишимән”,— дәйду» (Йәшая 41:13). Давут падиша шундақ ярдәмгә еришкән. Униң бешиға қийин күнләр кәлгәндә вә дүшмәнләр һуҗум қилғанда, у Йәһваға: «Оң қолуң мени қувәтләйду»,— дегән (Зәб. 18:35). Ундақта, Йәһва бизни қандақ қоллап-қувәтләйду?
12. Биз өзүмизни аҗиз һис қилғанда Йәһва Худа бизгә ким арқилиқ ярдәм бериду?
12 Йәһва Худа башқиларни бизгә ярдәм беришкә дәвәт қилиш арқилиқ қоллап-қувәтләйду. Бир күни Давут қийин әһвалға чүшүп, өзини аҗиз һис қилған. Шу чағда дости Йонатан уни йоқлап берип, қоллап-қувәтлигән вә илһамландуридиған сөзләрни қилған (Сам. 1-яз. 23:16, 17). Шуниңға охшаш, Йәһва Илияс пәйғәмбәрни қоллап-қувәтләш вә әмәлий ярдәм бериш үчүн Елишани әвәткән (Пад. 1-яз. 19:16, 21; Пад. 2-яз. 2:2). Бүгүнки күндә Йәһва аилимиз, достлиримиз вә ақсақаллар арқилиқ бизгә ярдәм бериду. Бирақ қаттиқ азапланған чағда, һечким билән көрүшүшни халимай, ялғуз қелишни халишимиз мүмкин. Бундақ һис-туйғуда болуш тәбиий әһвал. Шундақ вақитларда Йәһваниң қоллап-қувәтлишигә еришиш үчүн немә қилсақ болиду?
13. Йәһваниң ярдимини елиш үчүн биз немә қилишимиз керәк? (Рәсимгиму қараң.)
13 Немә қилишимиз керәк? Қийин болсиму, өзүңизни башқилардин чәткә тартмаң. Чүнки узақ вақит ялғуз қалсақ вә өзүмизни башқилардин чәткә тартсақ, пәқәт өзүмизни вә қийинчилиғимизни ойлап, нәтиҗидә тоғра қарар чиқиралмай қалимиз (Пәнд н. 18:1). Әлвәттә, бешимизға еғир күн чүшкәндә ялғуз қалидиған вақит керәк. Бирақ узунғичә өзүмизни башқилардин чәткә тартсақ, Йәһваниң бизгә бериватқан ярдимини рәт қилип жүргәндәк болуп қалимиз. Ундақта, мәйли қандақ қийин болсун, аилиңиз, достлириңиз вә ақсақалларниң ярдимини қобул қилиң. Унтумаңки, Йәһва Худа уларни ишлитип, сизни қоллап-қувәтләйду (Пәнд н. 17:17; Йәшая 32:1, 2).
ЙӘҺВА ХУДА КӨҢЛҮҢИЗНИ ЯСАЙДУ
14. Биз қандақ қорқунучлуқ вәзийәтләргә дуч келишимиз мүмкин?
14 Қийинчилиқ. Бәзидә бизни қорқунуч чирмавалғандәк һис қилишимиз мүмкин. Қедимий заманда Худаниң бәзи садиқ хизмәтчилириму дүшмәнләрниң һуҗуми яки башқиларниң бесими сәвәплик қаттиқ қорққан (Зәб. 18:4; 55:1, 5). Бизму мәктәптә, ишта, өйүмиздә яки һөкүмәтниң қаршилиқлириға дуч келишимиз мүмкин. Йә болмиса, еғир кесәлгә дуч келип, өлүп кетиштин қорқушимиз мүмкин. Бәлким, шундақ вәзийәтләрдә өзүмизни ярдәмсиз қалған бечарә балидәк һис қилимиз. Йәһва шундақ вақитларда бизгә қандақ ярдәм берәләйду?
15. Зәбур 94:19-айәт бизни немигә ишәндүриду?
15 Йәһва бизгә қандақ ярдәм бериду? Йәһва бизгә илһам-мәдәт берип, көңлүмизни ясайду (Зәбур 94:19ни оқуң). Зәбурниң бу бабини оқуғанда көз алдимизға гүлдүрмома авазидин қорқуп, ухлалмиған кизчақ көз алдимизға келиши мүмкин. Дадиси униң қешиға берип, уни қучақлап, ухлап қалғичә қешида олтириду. Гүлдүрмома тохтимисиму, қизи дадисиниң қучиғида өзини бехәтәр вә хатирҗәм һис қилиду. Бизму қорқунучлуқ синақларға дуч кәлгәндә, асмандики Атимизниң бизни бағриға бесип, көңлүмиз арам тапмиғичә йенимизда болғанлиғиға муһтаҗ. Йәһва бизгә шундақ илһам-мәдәт бериши үчүн биз немә қилалаймиз?
16. Йәһва сизгә илһам-мәдәт бериш үчүн немә қилалайсиз? (Рәсимгиму қараң.)
16 Немә қилишимиз керәк? Дайим дуа қилип, Худаниң Сөзини оқуш арқилиқ Йәһва Худа билән биллә вақит өткүзүң (Зәб. 77:1, 12—14). Буни адәткә айландурсиңиз, һәр вақитта бесимға дуч кәлгәндә, Йәһвадин ярдәм сорайсиз. Сизни қорқутқан яки ғәм-әндишигә салған барчә нәрсиләр тоғрилиқ Йәһваға очуқ ейтиң. Кейин Муқәддәс китаптин Униң сөзлирини тиңшап, тәсәллигә еришисиз (Зәб. 119:28). Қорққан вақитта Муқәддәс китаптики мәлум бир үзүндиләр сизгә тәсәлли берәләйду. Мәсилән, Аюп, Зәбур, Пәнд-нәсиһәтләр китаплири вә Мәтта китавиниң 6-бабидики Әйсаниң сөзлирини оқуң. Дуа қилип, Униң Сөзини оқуғиниңизда, Асмандики Атимиз сизгә илһам-мәдәт бериду.
17. Биз немигә қәтъий ишәнсәк болиду?
17 Шуниңға ишинимизки, бешимизға еғир күн кәлгәндә, Йәһва Худа чоқум йенимизда болиду. У бизни һечқачан ялғуз қалдурмайду (Зәб. 23:4; 94:14). У бизни қоғдашқа, тәңпуң көзқарашта болушимизға ярдәм беришкә, қоллап-қувәтләшкә вә тәсәлли беришкә вәдә қилиду. Йәшая 26:3-айәттә Йәһва тоғрилиқ мундақ сөзләр йезилған: «Сән Саңа таянғанларниң барини күзитисән. Уларға түгимәйдиған течлиқни әвәтисән, чүнки улар Саңа пүтүнләй ишиниду». Ундақта, Йәһваға тайиниң вә Униң ярдимини қобул қилиң. Шу чағда бешиңизға мәйли қандақ еғир күн чүшсиму, күч-қувәткә еришисиз.
ҚАНДАҚ ҖАВАП БЕРӘТТИҢИЗ?
-
Болупму қандақ вәзийәтләрдә биз Йәһваниң ярдимигә муһтаҗ болумиз?
-
Бешимизға еғир күн чүшкәндә, Йәһва Худа бизгә қандақ төрт йол билән ярдәм қилиду?
-
Йәһваниң ярдимигә еришиш үчүн немә қилсақ болиду?
2-НАХША Тәшәккүр, Йәһва!
a Бәзи исимлар өзгәртилгән.