1-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
23-НАХША Йәһва — бизниң күчимиз
Йәһва Худаға тайинип, қорқунучни йеңиң
2024-ЖИЛЛИҚ АЙӘТ: «Мени қорқунуч басқанда, ишәнч бағлаймән саңа» (ЗӘБ. 56:3, ЙД).
АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР
Йәһва Худаға тайинип, қорқунучимизни қандақ йеңәләйдиғанлиғимизни үгинимиз.
1. Немә үчүн бәзидә қорқушимиз мүмкин?
БӘЗИДӘ һәммимиз бир нәрсидин қорқимиз. Әлвәттә, Муқәддәс китаптики һәқиқәт бизни өлгәнләрдин, җинлардин вә келәчәктә немә болидиғанлиғидин қорқуштин азат қилди. Лекин биз техиғичә уруш, җинайәт вә кесәлликкә охшаш «қорқунучлуқ көрүнүшләр» йүз бериватқан заманда яшаватимиз (Луқа 21:11). Биз йәнә инсанлардин, мәсилән, пак ибадәткә қаршилиқ көрситидиған һөкүмәт әмәлдарлири яки уруқ-туққанлиримиздин қорқушимиз мүмкин. Бәзи қериндашлар һазирқи яки келәчәктики синақларға бәрдашлиқ берәлмәймән дәп қорқиду.
2. Давут Гад шәһиридә болғанда, қандақ вәзийәттә болған?
2 Давутниңму қорқунучқа берилгән вақитлири болған. Мәсилән, Саул уни өлтүрмәкчи болуп кәйнидин қоғлиғанда, Давут Гад дегән Филистийәдики шәһәргә қечип барған. Көп өтмәй Гадниң падишаси Ахиш Давутниң батур җәңчи болғанлиғини, һәтта у тоғрилиқ «Давут он миңларни қиривәтти» дегән нахша барлиғини аңлиған. Шу чағда Давут бәк қорқуп кәтти (Сам. 1-яз. 21:10—12). У Ахиш падишаниң униңға зиян кәлтүрүшидин қорққан. Давут қорқунучини қандақ йәңгән?
3. Зәбур 56:1—3, 11 айәтләргә асасланғанда, Давут қорқунучини қандақ йәңгән?
3 Зәбур 56-бапта Давут Гадта болғанда қандақ һис-туйғуда болғанлиғини язған. Бу бапта у пәқәт қорқунучниң сәвәвинила әмәс, уни қандақ йәңгәнлигиниму ейтип бәргән. Давут қорққан чағда Йәһва Худаға таянған (Зәбур 56:1—3, 11ни оқуң). Шундақ қилиши үчүн сәвәп бар еди. Йәһваниң ярдими билән Давут ғәлитә болуп көринидиған, амма үнүмлүк бир амални ойлап тапқан. Давут бир қисмән қилиқларни қилип, өзини падишаниң алдида сараңдәк көрсәткән еди. Шуниң билән Ахиш падиша Давутни өлтүрүветишниң орниға, уни қоғлаветишни буйриған. Шундақ қилип Давут аман қалди (Сам. 1-яз. 21:13—22:1).
4. Йәһваға көпирәк тайиниш үчүн немә қилалаймиз? Мисал кәлтүрүң.
4 Бизму Йәһва Худаға таянсақ, қорқунучни йеңәләймиз. Бирақ биз болупму қорқуватқан чағда, Йәһваға болған ишәнчимизни қандақ күчәйтәләймиз? Бир мисални көрүп бақайли. Сиз еғир бир кесәлгә гириптар болғанлиғиңизни билгәндә, бешида қорқуп кетишиңиз мүмкин. Кейин сизни яхши бир дохтур давалайдиғанлиғини билисиз. Униң бундақ кесәлни давалашта тәҗрибиси мол болуп, у илгири нурғунлиған кишиләрни давалап сақайтқан еди. Дохтур сизни зәң қоюп тиңшайду вә сизни яхши чүшинидиғанлиғини ейтиду. У сизгә нурғун кишиләрни сақайтқан үнүмлүк бир давалаш усули тоғрилиқ ейтип бериду. Дәл шуниңға охшаш, бизму Яратқучи Йәһваниң бурун немә қилғанлиғи, һазир немә қиливатқанлиғи вә келәчәктә немиләрни қилидиғанлиғи тоғрилиқ ойлансақ, Униңға болған ишәнчимиз техиму күчийиду. Зәбур 56-баптин Давутму шундақ қилғанлиғини көрүмиз. Һазир у язған бәзи сөзләрни муһакимә қилғанда, сизму Йәһваға болған ишәнчиңизни күчәйтип, қорқунучни қандақ йеңәләйдиғанлиғиңизни ойлап беқиң.
ЙӘҺВА ХУДА БУРУН НЕМӘ ҚИЛҒАН?
5. Давут қорққан вақитларда немә тоғрилиқ чоңқур ойланған? (Зәбур 56:12, 13)
5 Давут хәтәрлик вәзийәттә болғанда, у Йәһваниң бурун қилған яхши ишлири тоғрилиқ чоңқур ойланған (Зәбур 56:12, 13ни оқуң). Давут өмүр бойи Худа тоғрилиқ ойлинишқа адәтләнгән. Мәсилән, у яратмиларға қарап ойланған чағда, Йәһваниң чәксиз күч-қудрити вә У инсанларни интайин яхши көридиғанлиғини көрүп йәткән (Зәб. 65:6—9). Шундақла, у Йәһваниң башқиларға қилған яхшилиқлири тоғрилиқму ойланған (Зәб. 31:19; 37:25, 26). Болупму өзи үчүн қилғанлири һәққидә чоңқур ойланған. Худа Давутни кичик чеғидин қоллап, уни һимайә қилған (Зәб. 22:9, 10). Шундақ чоңқур ойлиниш Давутниң Йәһваға болған ишәнчисини күчәйткәнлиги сөзсиз!
6. Қорққан вақитларда Йәһваға тайинишқа немә ярдәм бериду?
6 Сизни қорқунуч чирмавалғанда, өзүңиздин мундақ сорап көрүң: «Йәһва бурун қандақ ишларни қилған?» Мәвҗудатлар тоғрилиқ ойлинип беқиң. Мәсилән, қушлар яки гүлләр Йәһваниң образида яратилмисиму яки Униңға ибадәт қилалмисиму, Худа уларға ғәмхорлуқ қилиду. Демәк, У бизниң ғемимизни техиму көп ойлимамду? (Мәт. 6:25—32) Сиз йәнә Йәһва Худаниң Өз хизмәтчилири үчүн немиләрни қилғанлиғи тоғрилиқ ойлиниң. Муқәддәс китаптики бир киши тоғрилиқ яки Йәһваниң заманавий хизмәтчиси тоғрилиқ оқусиңиз болиду a. Униңдин башқа, Йәһваниң шәхсән сиз үчүн қандақ яхшилиқларни қилғанлиғини әсләп көрүң. У сизни һәқиқәткә қандақ җәлип қилди? (Йоһ. 6:44) Дуалириңизға қандақ җавап бәрди? (Йоһ. 1-х. 5:14) Ялғуз Оғлиниң сиз үчүн һаятини пида қилғанлиғидин һәр күни қандақ пайда алисиз? (Әфәс. 1:7; Ибр. 4:14—16)
7. Даниялниң үлгиси Ванессаға қорқунучини йеңишигә қандақ ярдәм бәрди?
7 Гаитидә яшайдиған Ванесса b қериндишимиз қорқунучлуқ бир вәзийәтни баштин өткүзди. Бир мәһәллидә яшайдиған әр киши һәр күни қайта-қайта телефон қилип, учур әвәтип, уни җинсий мунасивәттә болушқа бесим қилмақчи болди. Ванесса униң тәкливини қәтъий рәт қилди. Бу әр киши техиму аччиқлинип, попуза қилишни башлиди. Ванесса: «Мән бәк қорқуп кәттим»,— дәйду. У қорқунучни қандақ йәңди? Өзини қоғдаш үчүн ениқ һәрикәтләрни қилди. Бир ақсақал уни сақчилардин ярдәм сорашқа үндиди. Буниңдин башқа, у Йәһва Худаниң өтмүштә өз хизмәтчилирини қандақ қоғдиғанлиғи тоғрилиқ ойланди. Ванесса мундақ дәйду: «Есимгә кәлгән биринчи адәм Даниял пәйғәмбәр. Униң һеч гунаси болмисиму, у қосиғи ач ширларниң арисиға ташланған. Лекин Йәһва уни қоғдап қалған. Мәнму Йәһваға дуа қилип, бу қийинчилиқни Униңға тапшурдум. Шуниңдин кейин қайта қорқмайдиған болдум» (Дан. 6:12—22).
ЙӘҺВА ХУДА ҺАЗИР НЕМӘ ҚИЛИВАТИДУ?
8. Давут немигә ишәнчлик болған? (Зәбур 56:8)
8 Гад шәһиридә Давут хәтәрлик вәзийәттә болсиму, у қорқунучқа берилмигән. У Йәһваниң дәл шу вақитта униңға немиләрни қиливатқанлиғи тоғрилиқ ойланған. Давут Йәһваниң униңға йол-йоруқ берип, уни қоғдиғанлиғи вә һис-туйғулирини чүшәнгәнлигини көрүп йетәлигән (Зәбур 56:8ни оқуң). Йәнә Давутқа Йонатан вә алий роһаний Ахимәләк дегән яхши достлири яр-йөләк болған (Сам. 1-яз. 20:41, 42; 21:6, 8, 9). Бу садиқ достлири уни дайим қоллап-қувәтлигән вә әмәлий ярдәм бәргән. Гәрчә Саул падиша уни өлтүрмәкчи болсиму, Давут қечип, аман қалған. Шуңа, Давут Йәһва Худаниң униң еғир вәзийитини вә тартқан азавини билгәнлигигә ишәнгән.
9. Йәһва Худа немини байқайду?
9 Еғир бир қийинчилиққа дуч келип, қорқунуч ичидә қалғанда, Йәһва Худа вәзийитиңизни вә һис-туйғулириңизни яхши билидиғанлиғини унтумаң. Мәсилән, Йәһва мисирлиқларниң Өз хәлқигә адаләтсиз муамилә қилғанлиғинила әмәс, исраилларниң «дәрдини көргән» (Чиқ. 3:7). Давут өз нахшисида Йәһваниң униң «дәрдини» вә «қайғусини» көргәнлигини язған (Зәб. 31:7). Худаниң хәлқи, һәтта өз әқилсиз қарарлириниң кесиридин азап чәккәндә, бу Йәһвағиму «азап әкеләтти» (Йәшая 63:9). Демәк, сиз қорққан чағда Йәһва Худа сизни яхши чүшиниду вә қорқунучиңизни йеңишиңизгә ярдәм беришни бәк халайду.
10. Немә үчүн Йәһва сизгә ғәмхорлуқ қилип, синақларға бәрдашлиқ беришиңизгә чоқум ярдәм қилидиғанлиғиға ишинисиз?
10 Бәлким, қорқунучлуқ синақларни баштин өткүзгәндә, «Йәһва Худа мени қоллаватқанлиғини нәдин билимән?»— дәп ойлайдиғансиз. Худаға дуа қилип, Униң ярдимини һаятиңизда көрүшни сораң (Пад. 2-яз. 6:15—17). Кейин бу соаллар тоғрилиқ ойлинип беқиң: учришишта ейтилған нутуқтики ой яки бир қериндашниң җавави мени илһамландурдиму? Қандақту бир китап, журнал, видео яки нахша маңа күч-мәдәт бәрдиму? Бир қериндаш сизгә тәсәлли бәргән бир айәтни көрсәткән яки бир ойни ейтип бәрдиму? Бәзидә биз көйүмчан қериндашлиримиз вә мол роһий озуқни адәттики бир нәрсидәк қарап, уларни қәдирлимәслигимиз мүмкин. Лекин улар Йәһваниң қиммәтбаһа соғилири (Йәшая 65:13; Марк 10:29, 30). Бу соғилар Йәһваниң бизгә интайин көңүл бөлидиғанлиғи вә Униңға пүтүнләй ишәнч қилсақ болидиғанлиғиниң ениқ дәлил-испатидур (Йәшая 49:14—16).
11. Аидаға қорқунучини йеңишигә немә ярдәм бәрди?
11 Сенегалда яшайдиған Аида исимлиқ қериндишимиз қийинчилиқ вақтида Йәһваниң униңға яр-йөләк болғанлиғини көрди. Балиларниң әң чоңи болғачқа, ата-аниси у уларни асрайду дәп күтәтти. Лекин Аида пионер болуп хизмәт қилиш үчүн аддий һаят кәчүргәчкә, пул тәрәптин қисилған. Шу чағда өйдикиләр униңдин нарази болуп, уни әйипләп, аччиқланған. Аида мундақ дегән: «Мән ата-анамни беқишқа ярдәм бәрмисәм, һәммиси мениңдин үз өриду дәп қорқтум. Һәтта қийинчилиқлиримда Йәһва Худани әйипләшкә башлидим». Бир күни Аида учришишта бир нутуқни аңлиди. У мундақ дәйду: «Натиқ Йәһваниң жүригимизни қийнайдиған һәммә ғәм-қайғулиримизни билидиғанлиғини әскәртти. Аста-аста ақсақалларниң вә башқа қериндашларниң бәргән мәслиһәтлири арқилиқ Йәһваниң мени сөйидиғанлиғиға көз йәткүздүм. Кейин көзқаришимни өзгәртип, қайтидин Йәһваға тайинидиған болдум. Андин қайтидин Йәһваға ишәнч билән дуа қилидиған болдум вә Униң дуалиримға җавап беридиғанлиғини көрдүм. Кейин көңлүм арам тапти». Вақит өтүп Аида пионер болушқа ярдәм беридиған вә ата-анисиғиму ихтисадий җәһәттин ярдәм беришкә пурсәт яритидиған иш тепивалди. Аида: «Мән Йәһва Худаға пүтүнләй ишәнч бағлашқа үгәндим, һазир мән дуа қилғанда қорқунучум йоқ болуп кетиду»,— дегән.
ЙӘҺВА ХУДА КЕЛӘЧӘКТӘ НЕМӘ ҚИЛИДУ?
12. Зәбур 56:9-айәткә бенаән, Давут немигә қәтъий ишәнгән?
12 Зәбур 56:9ни оқуң. Бу айәттин Давутниң қорқунучни йеңишигә ярдәм бәргән йәнә бир усулни көрүмиз. Һаяти хәвп астида болғанда, у Йәһваниң келәчәктә униң үчүн немиләрни қилидиғанлиғи тоғрилиқ ойлиған. Давут шуниңға ишәнгәнки, Йәһва уни дәл вақти-саати кәлгәндә қутқузиду. Чүнки Йәһва Худа Исраилниң кейинки падишаси Давутниң болидиғанлиғини вәдә қилған (Сам. 1-яз. 16:1, 13) Давут Йәһва ейтқан вәдилирини чоқум орунлайдиғанлиғиға пүтүнләй ишәнгән.
13. Йәһваниң немә қилидиғанлиғиға ишәнчлик болалаймиз?
13 Йәһва Худа келәчәктә сиз үчүн немә қилишни вәдә қилиду? Әлвәттә, У һазир һәммә қийинчилиқлиримизни йоқ қилмайду c. Лекин У бу дунияда дуч келидиған һәммә қийинчилиқларни кәлгүси йеңи дунияда һәл қилиду (Йәшая 25:7—9). Яратқучимиз Йәһваниң өлгән кишиләрни тирилдүрүш, бизни сақайтиш, дүшмәнлиримизни йоқ қилишқа күч-қудрити йетиду (Йоһ. 1-х. 4:4).
14. Немиләр тоғрилиқ мулаһизә қилсақ болиду?
14 Қорққан чағда Йәһваниң келәчәктә немиләрни қилидиғанлиғи тоғрилиқ ойлиниң. Шәйтан йоқ қилинғанда, рәзил кишиләр һалак болғанда вә йәр-йүзидә пәқәт һәққаний адәмләр яшап, биз аста-аста мукәммәл болушни башлиғанда, қандақ һис-туйғуда болисиз? 2014-жилниң регионлуқ конгресста кәлгүси җәннәттики турмушни қандақ тәсәввур қилиш тоғрилиқ үлгә көрситилгән еди. Бир дада аилисидикиләр билән Тимотийға 2-хәт 3:1—5 айәтләрдики сүпәтләргә қариму-қарши йеңи дунияда қандақ ишлар йүз беридиғанлиғини муһакимә қилған. У мундақ деди: «Йеңи дунияда әң бәхитлик вақит болидиғанлиғини билгин. Адәмләр башқиларни яхши көридиған, роһий нәрсиләрни қәдирләйдиған, кичик-пейил, мулайим, Худаға шән-шәрәп кәлтүридиған, ата-анисиға бойсунидиған, миннәтдар, вападар, аилисини яхши көридиған, башқилар билән асан тил тепишидиған, башқилар тоғрилиқ дайим яхши сөзләйдиған, өзини туталайдиған, мулайим, яхшилиққа амрақ, ишәнчлик, башқиларға йол қойидиған, кәмтәр, һөзүрлинишни әмәс, Худани яхши көридиған, вапалиқниң күчини етирап қилидиған болиду, мундақ кишиләрдин жирақ турмаң». Сиз җәннәттә һаятимиз қандақ болидиғанлиғини өйдикилириңиз яки қериндашлар билән муһакимә қилип турамсиз?
15. Таняниң қорқунучни йеңишигә немә ярдәм бәрди?
15 Шималий Македониядә яшайдиған Таня қериндишимиз келәчәктики бәрикәтләр тоғрилиқ ойлиниш арқилиқ ичидики қорқунучни йәңди. У Муқәддәс китапни үгинишни башлиғанда, ата-аниси қаттиқ қарши болди. У мундақ дәйду: «Мән қорққан бәзи нәрсиләр растинла болди. Апам мени һәрбир җамаәт жиғилишидин кейин уруп-соқатти. Ата-анам Йәһва гувачиси болсам, өлтүримиз дәп қорқутатти». Ахирида ата-аниси Таняни өйдин қоғлап чиқиривәтти. Таня қандақ инкас қайтурди? У мундақ дәйду: «Мән садиқ болуп қалсам, җәннәттә мәңгү бәхитлик болидиғанлиғим тоғрилиқ ойландим. Буниңдин башқа, һазирқи қийинчилиқлирим йеңи дунияда есимгә кәлмәйдиғанлиғини вә бу дунияда немидин ваз кәчсәмму, Йәһва униң орнини толтуруп, мени бәрикәтләйдиғанлиғи тоғрилиқ ойландим». Таня садақәтмәнлигини сақлап қалди вә Йәһва Худаниң ярдими билән туридиған җай тапти. Һазир Таня Худаға садиқ бир бурадәр билән той қилип, бирликтә хошал-хорам толуқ вақитлиқ хизмәт қиливатиду.
ҺАЗИРДИН БАШЛАП ЙӘҺВАҒА ТАЙИНИҢ
16. Луқа 21:26—28 айәтләрдә йезилған вақиәләрниң йүз бәргәнлигини көргәндә, җасур болуп қелишқа немә ярдәм бериду?
16 Дәһшәтлик балаю апәт мәзгилидә, дуниядики адәмләр «қорққанлиғидин һошини йоқитиду». Бирақ шу чағда Худаниң хәлқи тәврәнмәй җасарәт билән мәһкәм туриду (Луқа 21:26—28ни оқуң). Биз немә үчүн қорқмаймиз? Чүнки шу вақитқичә биз Худайимизға ишәнч бағлашни үгинип болимиз. Жуқурида тилға елинған Таня илгири қийинчилиқларни баштин кәчүргәчкә, кейинирәк дуч кәлгән башқа қийинчилиқларға бәрдашлиқ берәлигән. У мундақ дәйду: «Мән мәйли қандақ қийинчилиқ болсун, Йәһва Худа униңға бәрдашлиқ беришимизгә ярдәм берип, ахирида бизни зор мукапатлайдиғанлиғини чүшәндим. Бәзидә ишларни қандақту бир кишиләр өз алиқиниға еливалғандәк көрүниду, лекин әмәлийәттә Йәһва уларға рухсәт бәрмисә, уларниң қолидин һеч иш кәлмәйду. Қийинчилиқ қанчә мүшкүл көрүнсиму, һаман бир күни чоқум ахирлишиду».
17. 2024-жиллиқ айәт бизгә қандақ ярдәм бериду? (Муқавидики рәсимгә қараң.)
17 Бүгүнки күндә, қорқуш тәбиий нәрсә. Бирақ бизму Давутқа охшаш, қорқунучниң бизни чирмавелишиға йол қоймай яшалаймиз. 2024-жили үчүн жиллиқ айәт Давутниң Йәһваға қилған дуасидин елинған: «Мени қорқунуч басқанда, ишәнч бағлаймән саңа» (Зәб. 56:3, ЙД). Бу сөзләрни бир Муқәддәс китап тәтқиқатчиси мундақ чүшәндүргән: «Давут дайим өзини қорқунучқа салидиған ишлар яки өз қийинчилиқлири һәққидә ойланмиған. Әксичә, у чин қәлбидин Қутқазғучиси Йәһваға ишәнч бағлиған». Бу айәт тоғрилиқ кейинки айларда, болупму қорқунучлуқ бир синаққа дуч кәлгәндә, ойлинип көрүң. Вақит чиқирип, Йәһваниң бурун немиләрни қилғанлиғи, һазир немиләрни қиливатқанлиғи вә келәчәктә немиләрни қилидиғанлиғи тоғрилиқ чоңқур ойлиниң. Шу чағда сизму, Давутқа охшаш «Рәббимгә таянғач, һечнемидин қорқмаймән» дәп ейталайсиз (Зәбур 56:4).
БУЛАР ҺӘҚҚИДӘ ОЙЛИНИШ ҚОРҚУНУЧНИ ЙЕҢИШИҢИЗГӘ ҚАНДАҚ ЯРДӘМ БЕРИДУ?
-
Йәһва немиләрни қилған?
-
Йәһва һазир немиләрни қиливатиду?
-
Йәһва келәчәктә немиләрни қилиду?
38-НАХША Жүкүңни Йәһваға ташла
a Етиқатни күчәйтидиған мәлуматларни тепиш үчүн jw.org торбетидә «Издәш» дегән йәргә «Уларниң етиқадидин үлгә елиңлар» яки «Вақиәләр» дегән сөзләрни йезиң. «JW Library» программисида «Уларниң етиқадидин үлгә елиңлар» яки «Йәһва гувачилириниң һаятидики вақиәләр» дегән бир қатар мақалиләрни тапалайсиз.
b Бәзи исимлар өзгәртилгән.
d СҮРӘТТӘ: Давут Йәһва униңға ейиқ билән елишип, уни йеңишқа күч бәргәнлиги, Ахимәләк арқилиқ әмәлий ярдәм бәргәнлиги вә уни падиша қилғанлиғи һәққидә ойлиниватиду.
e СҮРӘТТӘ: Етиқади үчүн түрмидә олтарған бурадәр Йәһваниң униңға тамакини ташлашқа қандақ ярдәм бәргәнлиги, йеқин дост-ярәнлири язған хәтләр арқилиқ қандақ илһам бәргәнлиги вә келәчәктә җәннәттә мәңгүлүк һаятқа еришидиғанлиғи һәққидә ойлиниватиду.