4-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
51-НАХША Йепиш чиң Йәһваға
Йәһва Худа сизни яхши көриду
«Йәһва һәқиқәтән меһир-шәпқәтлик вә рәһимдил Худадур» (ЯҚУП 5:11, ЙД).
АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР
Йәһва Худаниң сөйгү-муһәббити Униңға йеқинлишишимизға, бехәтәр һис қилишимизға, ғәмхорлуққа еришип, күч-қувәткә толушимизға қандақ ярдәм берәләйду?
1. Сиз Йәһва Худани көз алдиңизға қандақ кәлтүрисиз?
СИЗ Йәһва Худаниң қандақ екәнлигини тәсәввур қилишқа тиришип баққанму? Дуа қилғанда, Йәһва Худани көз алдиңизға қандақ кәлтүрисиз? Йәһва Худа көзгә көрүнмисиму, Муқәддәс китап Уни һәрхил усулларда тәсвирләйду. Муқәддәс китапта Йәһва «қуяш вә қалқан» яки «ялмап жүтидиған» от дәп атилиду (Зәб. 84:11; Ибр. 12:29). Әзәкиял Йәһваниң яқут тешидин болған тәхттә олтарғанлиғини вә Униңдин алтун билән күмүч қошундисиниң нури чиқип, әтрапида һасан-һүсән болғанлиғини тәсвирлигән (Әзәк. 1:26—28). Йәһва Худа тоғрисидики мундақ тәсвирләр бизни әймәндүриду, һәтта қорқунучқа селиши мүмкин.
2. Бәзи адәмләргә Йәһва билән дост болуш немә үчүн қийин?
2 Худа көзгә көрүнмигәчкә, У бизни яхши көридиғанлиғиға ишиниш қийин болуши мүмкин. Бәзиләр һаятида көп қийинчилиқларға йолуққачқа, Йәһва Худаниң уларни яхши көридиғанлиғиға ишинәлмәйду. Бәлким, уларниң көйүмчан дадиси болмиғанду. Йәһва Худа шундақ һис-туйғуларни вә уларниң бизгә қандақ тәсир қилғанлиғини яхши чүшиниду. Йәһва бизгә ярдәм бериш үчүн, Өзиниң есил пәзиләтлирини Муқәддәс китапқа яздурған.
3. Немә үчүн Йәһваниң меһир-муһәббити тоғрилиқ билишимиз керәк?
3 Яратқучи Йәһвани бир сөз билән тәсвирлисәк, әң мувапиқ сөз — муһәббәт (Йоһ. 1-х. 4:8). Муқәддәс Язмиларда «Худа Өзи меһир-муһәббәттур» дейилгән. Йәһва Худа һәммә ишларни меһир-муһәббәт билән қилиду. Йәһваниң сөйгү-муһәббити шунчә күчлүкки, һәтта бу пәзиләтни Уни яхши көрмәйдиғанларғиму көрситиду (Мәт. 5:44, 45). Бу мақалидә Йәһва Худа вә Униң сөйгү-муһәббити тоғрилиқ көрүп чиқимиз. Йәһвани көпирәк тонуғансири, Униңға болған меһир-муһәббитимиз техиму күчийиду.
ЙӘҺВА ХУДА БИЗНИ ҚАТТИҚ СӨЙИДУ
4. Йәһваниң меһирлиги тоғрилиқ ойлиғанда, қандақ һис-туйғуда болисиз? (Рәсимгиму қараң.)
4 «Йәһва һәқиқәтән меһир-шәпқәтлик» (Яқуп 5:11, ЙД). Муқәддәс китапта Йәһва Худа Өзини меһрибан ана билән селиштурған (Йәшая 66:12, 13). Меһрибан аниниң пәрзәнтини өз қучиғиға елип, униңға мулайим аваз билән сөзләватқанлиғини көз алдиңизға кәлтүрүң. У жиғлиса яки қандақту бир йери ағриса, ана униңға ярдәм беришкә һәрқачан тәйяр. Худди шуниңдәк, биз ғәм-әндишә қилсақ, Йәһва бизгә меһир-муһәббитини көрситишкә һәрдайим тәйяр. Зәбур язғучиси мундақ язған: «Қайғулар жүригимдә көпәйгәндә, Сениң тәсәллилириң мени бәзләйду» (Зәб. 94:19).
5. Йәһваниң меһир-муһәббитини немә үчүн қәдирләйсиз?
5 Йәһва садақәтмән Худа (Зәб. 103:8). Биз хата иш қилип қойсақму, У биздин ваз кәчмәйду. Исраиллар Йәһваниң көңлини қайта-қайта рәнҗиткән, лекин улар товва қилғанда, Йәһва Худа уларни яхши көрүшни тохтатмиғанлиғиға ишәндүргән. У мундақ дегән: «Сән Мениң көзүмдә қиммәтликсән, Сән һөрмәткә лайиқ һәм Мән сени сөйүмән» (Йәшая 43:4, 5). Йәһва Худаниң бизгә сөйгү-муһәббити өзгәрмәйду вә вақит өткәнсири совуп кәтмәйду. Биз буниңға мәңгү ишәнсәк болиду. Һәтта еғир хаталиқларни өткүзүп қойған болсақму, Йәһва Худа бизни ташлавәтмәйду. Биз товва қилип, Униңға қайтип кәлсәк, У бизни бурунқидәкла сөйиду. У бизни чин қәлбтин кәчүрүшкә вәдә қилиду (Йәшая 55:7). Муқәддәс китапта Йәһва Худаниң кәчүрүмигә еришкәндә, җенимиз арам тапиду дәп чүшәндүрүлгән (Әлч. 3:19).
6. Зәкәрия 2:8-айәттин Йәһва тоғрилиқ немини билимиз?
6 Зәкәрия 2:8ни оқуң. Көз — тенимизниң әң сәзгүр вә назук әзаси. Йәһва бизни көзиниң қаричуғи билән селиштурған. Демәк, У бизгә мундақ дегәндәк болиду: «Бирси сизгә зиян йәткүзсә, Маңа йәткүзгән болиду». Йәһва Худа бизни қаттиқ сөйгәчкә, һис-туйғулиримизни чүшиниду вә бизни һемишә қоғдашқа тәйяр. Биз азаплансақ, Уму азаплиниду. Шуңа биз Униңға мундақ дуа қилсақ болиду: «Мени көзүңниң қаричуғидәк асриғина». Шуниңға ишиниңки, Йәһва дуалириңизға җавап бериду (Зәб. 17:8).
7. Немә үчүн Йәһваниң сөйгү-муһәббитигә болған ишәнчимизни күчәйтишимиз лазим?
7 Йәһва Өзиниң бизни сөйидиғанлиғиға ишинишимизни халайду. Лекин өтмүшимиз сәвәплик, Униң меһир-муһәббитидин гуманлинишимиз мүмкин. Йәһва Худа буни чүшиниду. Ундақта, Йәһваниң бизни қаттиқ сөйидиғанлиғиға болған ишәнчимизни қандақ күчәйтәләймиз? Йәһва Худаниң Өз меһир-муһәббитини һәзрити Әйсаға, майланғанларға вә һәммимизгә қандақ көрситип кәлгәнлигини тәтқиқ қилиш арқилиқ күчәйтәләймиз.
ЙӘҺВА СӨЙГҮ-МУҺӘББИТИНИ ҚАНДАҚ ИПАДИЛӘЙДУ?
8. Немә үчүн Әйса Атиси униң яхши көридиғанлиғиға қәтъий ишәнгән?
8 Йәһва Худа билән Әйса Мәсиһ миллиардларчә жиллар биллә болғачқа, арисида меһир-муһәббәт риштиси пәйда болған еди. Уларниң риштиси интайин күчлүк бағланған. Мәтта 17:5-айәттә Йәһва Әйсани қанчилик сөйидиғанлиғини тилға алған. Йәһва Худа Өз Оғлини мақуллайдиғанлиғини ейтипла қойса болатти. Амма У Әйсани қанчилик сөйидиғанлиғини чүшинишимиз үчүн, уни «сөйүмлүк оғлум» дәп атиған. Йәһва Худа һәзрити Әйсадин вә униң қилмақчи болған ишидин пәхирләнгән (Әфәс. 1:7). Әйса Мәсиһ болса, Атисиниң униңға болған меһир-муһәббитидин қилчә гуманланмиған. Әйса Униң сөйгүсини сүйәклиридин өтүп, иликлиригичә һис қилған еди. Әйса Мәсиһ Атисиниң уни сөйидиғанлиғиға ишинидиғанлиғини қайта-қайта тилға алған (Йоһ. 3:35; 10:17; 17:24).
9. Йәһваниң майланғанларға болған меһир-муһәббити қандақ тәсвирләнгән? (Римлиқларға 5:5)
9 Йәнә Йәһва Худа майланған хизмәтчилиригә сөйгү-муһәббитини көрситиду (Римлиқларға 5:5ни оқуң). Бу айәттики «қуйулди» дегән сөзгә диққәт қилайли. Бир китапта бу сөз «дәрияниң еқим сүйидәк үстимизгә кәлди» дәп чүшәндүрүлиду. Буниңдин Йәһваниң майланған етиқатчиларға болған күчлүк меһир-муһәббитини көрүвалалаймиз. Улар Йәһва Худаниң уларни «яхши көридиғанлиғини» билиду (Йәһуда 1). Әлчи Йоһан майланғанларниң һис-туйғулирини ипадиләп мундақ язған: «Худаниң балилири атилишимиз үчүн, Атимиз бизгә. . . меһир-муһәббәт көрсәтти һәм биз һәқиқәтән Униң пәрзәнтлири» (Йоһ. 1-х. 3:1). Демәк, Йәһва Худа пәқәт майланғанларни сөйәмду? Яқ, Йәһва һәрбиримизни сөйидиғанлиғини испатлиған.
10. Йәһваниң бизни яхши көридиғанлиғиниң әң чоң испати немә?
10 Йәһва Худаниң сөйгү-муһәббитини ипадиләшниң зор бир йоли — төләм қурбанлиғи (Йоһ. 3:16; Рим. 5:8). Худа сөйүмлүк Оғлиниң барлиқ инсанлар үчүн өз җенини пида қилишиға йол қойған, шу арқилиқ гуналиримиз кәчүрүлүп, Йәһва билән дост болуш пурситигә егә болдуқ (Йоһ. 1-х. 4:10). Йәһва Худа билән Әйса Мәсиһниң биз үчүн шунчә чоң қурбанлиқ бәргәнлиги һәққидә ойланғансири, уларниң һәрбиримизни қанчилик чоңқур сөйидиғанлиғини техиму яхши чүшинимиз (Гал. 2:20). Йәһва Худа төләм арқилиқ мәлум бир қанунға әмәл қилипла қоймай, бәлки бизгә сөйгү-муһәббитини ипадиләйдиған бир соға бәргән. Йәһва Өзиниң әң сөйүмлүк Оғлини төләм сүпитидә бәргәнлиги арқилиқ бизни қаттиқ сөйидиғанлиғини испатлиған. Йәһва Худа бизгә ярдәм қилиш үчүн Әйса Мәсиһниң азап-оқубәт чекип өлүшигә йол қойған.
11. Йәрәмия 31:3-айәттин немини үгинимиз?
11 Көргинимиздәк, Йәһва Өз қәлбидики һис-туйғулирини йошурмай, сөйгү-муһәббитини очуқ-ашкарә ипадилигән (Йәрәмия 31:3ни оқуң). Йәһва Худа бизни чин қәлбидин сөйгәчкә, Өзигә җәлип қилди (Қ. шәр. 7:7, 8ни селиштуруң). Һечнәрсә вә һечким бизни Униң сөйгү-муһәббитидин айриветәлмәйду (Рим. 8:38, 39). Униң меһир-муһәббити сизгә немини һис қилдуриду? Зәбур 23-бапни оқуп, Йәһва Худаниң Давут падишаға көрсәткән меһир-муһәббити униңға қандақ тәсир қилғанлиғи вә һәрбиримизгә қандақ тәсир қилалайдиғанлиғини көрүп бақайли.
ЙӘҺВАНИҢ СӨЙГҮСИ СИЗГӘ НЕМИЛӘРНИ ҺИС ҚИЛДУРИДУ?
12. Зәбур 23-баптин қандақ хуласә чиқиришқа болиду?
12 Зәбур 23:1—6ни оқуң. Давут Зәбур 23-бапта Йәһваниң сөйгүси вә меһир-шәпқитигә қәтъий ишәнч бағлиғанлиғини ипадилигән. Давут падиша бу бапни язғанда, өзиниң Падичиси Йәһва билән болған күчлүк риштини тәсвирлигән. Давут падиша өз Худасиға толуқ таянғачқа, Униң йол-йоруғиға бойсунған. Мошу йол-йоруққа әгишип, өзини бехәтәр һис қилған. Давут өмүр бойи Йәһва Худаниң өзини сөйидиғанлиғини билгән. У немә үчүн мошуниңға шунчилик ишәнгән?
13. Давут Йәһваниң уни яхши көридиғанлиғиға немә үчүн қәтъий ишәнгән?
13 «Мән муһтаҗлиқта болмаймән». Давут Йәһва Худаниң униңға ғәмхорлуқ қилип, керәклик һәммә нәрсиләрни тәминләйдиғанлиғини көргән. Униңдин башқа, Давут Йәһва билән йеқин дост болуп, Униң илтипатиға еришкәнлигидин бәк хошал болған. Шуңа, Давут келәчәктә бешиға мәйли қандақ еғир күн чүшсун, Йәһваниң униңға ғәмхорлуқ қилип, барлиқ еһтияҗлиқ нәрсиләрни тәминләп беридиғанлиғиға ишәнгән. Давут Йәһваниң сөйгү-муһәббитигә күчлүк ишәнч бағлиғачқа, барчә ғәм-тәшвишлирини йеңәлигән. Шуниң үчүн униң көңли хатирҗәм болуп, у бәхит-саадәт вә қанаәт тапқанлиғини һис қилған (Зәб. 16:11).
14. Йәһва Худа бизгә меһир-муһәббәтлик ғәмхорлуғини қандақ көрситиду?
14 Болупму бешимизға еғир күн чүшкәндә, Йәһва Худа бизгә алаһидә көйүнүп көңүл бөлиду. Бәйтәлдә 20 жил хизмәт қилған Клэр a исимлиқ қериндишимизниң мисалини көрүп бақайли. Униң аилиси кәйни-кәйнидин еғир қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, у өзини ярдәмсиз қалғандәк һис қилған. Униң дадиси инсультқа гириптар болған, бир сиңлиси җамаәттин чиқирилған. Аилиси кичик бизнеси вә өйидин айрилған еди. Йәһва Худа уларға қандақ көйүнгән? Клэр мундақ дәйду: «Йәһва Худа һәр күни бизни еһтияҗлиқ нәрсиләр билән тәминлиди. У бизгә мән ойлапму бақмиған нәрсиләрни бәрди. Бешимизға еғир күн чүшкәндә, Йәһваниң бизгә қандақ ғәмхорлуқ қилғанлиғини дайим әсләймән. Шу әслимиләр маңа күч-мәдәт берип, қийинчилиқларда бәл қоювәтмәй, давамлиқ Йәһваға хошаллиқ билән хизмәт қилишқа ярдәм бериду».
15. Давут күч-қувәткә қандақ еришкән? (Рәсимгиму қараң.)
15 «У җенимға хошаллиқ беғиш[лайду]». Бәзидә дуч кәлгән барлиқ қийинчилиқлар вә синақлар кесиридин Давутниң көңли йерим болуп, роһи чүшкән (Зәб. 18:4—6). Бирақ Йәһваниң меһир-муһәббити вә ғәмхорлуғи сәвәвидин, униң җени раһәт тапқан. Йәһва Худа Өзиниң һерип чарчиған достини «мол яйлақларда» ятқузуп, «тинч суларға» башлиған. Нәтиҗидә, Давут қайта күч-қудрәткә еришип, Йәһваға хизмәт қилишни давамлаштурған (Зәб. 18:28—32).
16. Йәһваниң меһир-муһәббити сизни қандақ күчләндүриду?
16 Бүгүнки күндә биздиму үмүт үзәй дәп қалған чағлиримиз болуши мүмкин. Бирақ Худа бизни қаттиқ сөйгәчкә, ташлап кәтмәйду (Йәр. ж. 3:22; Кол. 1:11). Рейчелниң мисалини көрүп бақайли. COVID-19 пандемияси мәзгилидә йолдиши уни ташлап кәтти вә Йәһваға хизмәт қилишни тохтатти. Йәһва Худа Рейчелға қандақ ғәмхорлуқ қилди? У мундақ дәйду: «Йәһва маңа өз сөйгү-муһәббитини һис қилдуруш үчүн нурғун ишларни қилди. Мәсилән, у достлирим арқилиқ мени қоллап-қувәтлиди, улар маңа һәмра болди, тамақ пиширип елип кәлди, йеқимлиқ сөзләрни вә айәтләрни учур арқилиқ әвәтип, маңа илһам-мәдәт бәрди, маңа күлүмсирәп, Йәһваниң давамлиқ маңа көңүл бөлидиғанлиғини есимгә селип турди. Худаниң маңа сөйгү-муһәббәткә толған чоң бир аилини бәргинигә көп рәхмәт ейтимән».
17. Немә үчүн Давут «зулумдин қорқмиған»?
17 «Зулумдин қорқмаймән чүнки сән мениң биләндур». Давутниң һаяти пат-пат хәвп-хәтәр ичидә қалған вә униң күчлүк дүшмәнлири көп болған. Лекин Йәһва Худаниң сөйгү-муһәббити сәвәвидин у өзини бехәтәр һис қилған. Давут Йәһва Худаниң униң билән биллә болғанлиғини һис қилип, көңли тинч-хатирҗәм болған. Шуңа, Давут Йәһвани мәдһийиләп, мундақ нахша ейтқан: «[Йәһва] барчә хәтәрдин мени қутулдурди» (Зәб. 34:4). Давутниң һәқиқәтән қорққан чағлири болған. Шундақтиму, Йәһваниң сөйгү-муһәббити униң барлиқ қорқунучларни йеңишигә ярдәм бәргән.
18. Йәһваниң меһир-муһәббитиниң испатлири қорқунучни йеңишиңизгә қандақ ярдәм бериду?
18 Бешимизға интайин еғир күнләр чүшкәндә, Йәһваниң сөйгү-муһәббитигә болған ишәнчимиз бизни қандақ күчләндүриду? Оғли өзини өлтүрүвалғандин кейин, Сьюзи исимлиқ пионер билән йолдиши қаттиқ қайғу-һәсрәт чәккән. У һис-туйғулири һәққидә мундақ дегән: «Оғлумдин айрилғанда, асман дүм көтүрүлүп чүшкәндәк болди. Қайғу-һәсрәткә чөмүп, үмүтсизләндим. Бирақ Йәһваниң меһир-шәпқити бизни бехәтәр вә тинч-хатирҗәм һис қилдурди». Жуқурида тилға елинған Рейчел мундақ дәйду: «Бир күни кәчтә маңа интайин еғир болған. Жүригим қан жиғлап, көз яшлирим тохтимиди. Мени ғәм-тәшвиш вә қорқунуч чирмавалди. Йәһваға қаттиқ вақирап дуа қилдим. Туюқсизла көңлүм алаһидә бир тинч-хатирҗәмликкә толди. Шу чағда, худди бир ана бовиғини бәзлигәндәк, Йәһваниң маңа тәсәлли бәргәнлигини һис қилдим. Шуниң билән ухлап қаптимән. Мән шу чағни әсла унтуп қалмаймән». Етиқади сәвәвидин һәрбий хизмәттин ваз кәчкән Тасос исимлиқ ақсақал төрт жил түрмигә ташланған еди. У Йәһва Худаниң сөйгү-муһәббити билән ғәмхорлуғини қандақ һис қилған? У мундақ дәйду: «Йәһва еһтияҗлиримни мән муһтаҗ болғандинму көпирәк тәминләп бәрди. Бу мениң Йәһваға болған ишәнчимни күчәйткәчкә, Униңға пүтүнләй ишинимән. Буниңдин башқа, Яратқучи Йәһва маңа муқәддәс роһи арқилиқ шундақ начар шараитта хошаллиқни сақлап қелишимға ярдәм бәргән. Йәһваға йеқин болғансири, Униң маңа болған сөйгү-муһәббитини шунчә көп һис қилидиғанлиғимни чүшәндим. Шуниң билән, түрмидә болғанда, пионер болуп хизмәт қилишни башлидим».
МЕҺИР-ШӘПҚӘТЛИК ХУДАЙИМИЗҒА ЙЕҚИНЛИШИҢ
19. а) Йәһваниң бизни яхши көридиғанлиғи билишимиз дуалиримизға қандақ тәсир қилиду? ә) Йәһваниң меһир-муһәббити тәсвирләнгән қайси айәт сизгә алаһидә тәсир қилди? ( «Йәһваниң меһир-муһәббитини һис қилишимизға ярдәм беридиған айәтләр» намлиқ рамкиға қараң.)
19 Биз көрүп чиққан мисаллар «меһир-муһәббәтниң Худаси» биз билән биллә екәнлигини испатлайду (Кор. 2-х. 13:11). У һәрқайсимизға шәхсән көңүл бөлиду. Униң меһир-муһәббити «бизни қоршайду» (Зәб. 32:10). Йәһваниң сөйгү-муһәббити һәққидә қанчилик көп чоңқур ойланғансири, У бизгә интайин көңүл бөлидиғанлиғини вә Униңға техиму йеқинлашқанлиғимизни көрүп йетәләймиз. Биз Униңға ич бағримизни төкүп, Униң меһир-муһәббитигә муһтаҗ екәнлигимизни очуқ ейталаймиз. Чүнки Худа бизни чоқум чүшинидиғанлиғиға вә ярдәм беришкә һәрқачан тәйяр екәнлигигә ишинимиз (Зәб. 145:18, 19).
20. Йәһваниң сөйгү-муһәббити Униңға йеқинлишишқа қандақ ярдәм бериду?
20 Йәһва Худаниң меһир-муһәббити худди соғ бир күндә көйүп турған отқа охшаш, бизни җәлип қилиду. Униң сөйгү-муһәббити бәк күчлүк болсиму, ана меһригә охшаш назук. Һаятиңизниң һәрбир саһасида Йәһва Худаниң сөйгү-муһәббитини һис қилиш немә дегән зор бәхит! Шуңа, Зәбур язғучисиға охшаш, чин қәлбимиздин «мән Йәһва Худани яхши көримән» дәп ейтайли! (Зәб. 116:1).
ҚАНДАҚ ҖАВАП БЕРӘТТИҢИЗ?
-
Йәһваниң меһир-муһәббитини қандақ тәсвирләп берәттиңиз?
-
Йәһва сизни интайин яхши көридиғанлиғиға сизни немә ишәндүриду?
-
Йәһваниң меһир-муһәббити тоғрилиқ ойлиғанда, қандақ һис-туйғуда болисиз?
18-НАХША Худаниң чин муһәббити
a Бәзи исимлар өзгәртилгән.