ТӘТҚИҚ ҚИЛИШ УСУЛЛИРИ
Тәтқиқ қилиш усуллири
Биз җамаәт учришишлири вә конгрессларда биллә җәм болғанда, шундақла шәхсий вә аиләвий ибадәтни өткүзгәндә, Йәһва Худаға ибадәт қилимиз. Шәхсий үгиниш вә аиләвий ибадәтни қандақ өткүзүшкә болиду?
-
Учришишларға тәйярлиқ қилиң. Нахшиларни ядлавелишқа вә аилиңиздикиләргә җавап тәйярлашқа ярдәм бәрсиңиз болиду.
-
Муқәддәс китаптин бир вақиәни оқуп, сүрәт селип көрүң яки биливалғанлириңизни йезип қоюң.
-
Муқәддәс китапта йезилған бир дуани оқуп, дуалириңизниң сүпитини қандақ яхшилитишқа болидиғанлиғи тоғрилиқ ойлиниң.
-
Торбетимиздики видеони көрүп, уни башқилар билән муһакимә қилиң яки алған савақларни йезип қоюң.
-
Вәз хизмитигә тәйярлиқ қилиң, мүмкин болса, ейтмақчи болғанлириңизни бирси билән мәшиқ қилиң.
-
Худаниң яратмилирини күзитип, улар һәққидә чоңқур ойлиниң яки бирси билән муһакимә қилиң a.
a «Күзитиш мунари» 2023-жил, март ейиниң «Яратмиларни күзитиш арқилиқ Яратқучини яхширақ тонуп-билиң» намлиқ мақалисигә қараң.