Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ТӘТҚИҚ ҚИЛИШ

Адаләтсизликкә дуч кәлгәндә

Адаләтсизликкә дуч кәлгәндә

Яритилиш 37:23—28; 39:17—23ни оқуп, Йүсүп пәйғәмбәрниң адаләтсизликкә қандақ бәрдашлиқ бәргәнлиги һәққидә чоңқур ойлиниң.

Алди-кәйнидики айәтләргә қараң. Башқилар немә үчүн Йүсүпкә адаләтсиз муамилә қилған? (Ярит. 37:3—11; 39:1, 6—10) Йүсүп адаләтсизликкә қанчә узақ вақит бәрдашлиқ бәргән? (Ярит. 37:2; 41:46) Шу мәзгилдә Йәһва Худа Йүсүпкә ярдәм берип, немә қилған? Немә қилмиған? (Ярит. 39:2, 21; w23.01 17-б., 13-абз.)

Чоңқурирақ қезиң. Потипарниң аяли Йүсүпкә төһмәт қилған болсиму, Муқәддәс китапта Йүсүпниң униң ялғанчилиғини әйиплигәнлиги йезилмиған. Төвәндики айәтләрни оқуп, ойлинип көрүң: Йүсүп немә үчүн гәп қилмай, җим турушни таллиған? Немә үчүн Муқәддәс китап барлиқ тәпсилатларни ашкарә қилиши керәк дәп күтмәслигимиз лазим? (Пәнд н. 20:2; Йоһ. 21:25; Әлч. 21:37) Йүсүпниң адаләтсизликкә бәрдашлиқ беришигә немә ярдәм бәргән? (Мика 7:7; Луқа 14:11; Яқуп 1:2, 3)

Буниңдин немини үгинимән? Өз-өзүңиздин сорап көрүң:

  • Мәсиһ әгәшкүчиси сүпитидә қандақ адаләтсизликкә дуч келишим мүмкин? (Луқа 21:12, 16, 17; Ибр. 10:33, 34)

  • Адаләтсизликкә дуч кәлгәндә, бәрдашлиқ бериш үчүн мән қандақ тәйяр болалаймән? (Зәб. 62:7, 8; 105:17—19; w19.07 2—7 б.)