18-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
1-НАХША Йәһваниң есил пәзиләтлири
Пүткүл йәр-җаһанниң Сотчиси рәһим-шәпқәтлик Йәһваға ишиниң!
«Пүткүл зиминниң Сотчиси адаләтсиз иш қиламду?!» (ЯРИТ. 18:25).
АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР
Йәһва Худа һәққаний болмиған кишиләрни тирилдүрүлидиғанлиғи — Униң адиллиғини вә рәһим-шәпқитини испатлайду. Бу һәққидә болған чүшәнчиңизни чоңқурлаштуруң.
1. Йәһва Худа Ибраһимға тәсәлли беридиған қандақ һәқиқәтни үгәткән?
ИБРАҺИМ пәйғәмбәр өмүр бойи шундақ бир сөһбәтни чоқум унтумиған. Худа бир пәриштиси арқилиқ Ибраһимға Содом вә Гоморра шәһәрлирини йоқ қилидиғанлиғини ейтқан. Гәрчә Ибраһим Худаға ишәнгән болсиму, униң үчүн әшу қарарни чүшиниш интайин қийин болған. Шуңа у мундақ сориған: «Сән һәққаний кишини рәзил билән қошуп һалак қиларсәнму? Пүткүл зиминниң Сотчиси адаләтсиз иш қиламду?!» Йәһва сәвирчанлиқ билән бу йеқин достиға шундақ муһим бир һәқиқәтни үгәткән: Худа һәргиз һәққаний кишиләрни йоқ қилмайду. Бу һәқиқәт бүгүнки күндә һәммимизгә тәсәлли бериду (Ярит. 18:23—33).
2. Йәһваниң адаләт вә рәһим-шәпқәт билән һөкүм чиқиридиғанлиғиға ишинишимизгә немә ярдәм бериду?
2 Йәһва башқиларға һөкүм чиқарғанда, У һәрдайим адаләт вә рәһим-шәпқәт билән һөкүм чиқарғанлиғиға қандақ ишинәләймиз? Чүнки биз «Йәһва инсанларниң қәлбини» көрәләйдиғанлиғини билимиз (Сам. 1-яз. 16:7). Һәқиқәтән, У барлиқ инсанларниң жүригини билиду (Пад. 1-яз. 8:39; Тар. 1-яз. 28:9). Бу адәмни һәйран қалдуридиған һәқиқәт. Йәһваниң һөкүмлири бизниң чүшиниш иқтидаримиздин чәксиз. Шуңа, һәрдайим Униң немә үчүн бәзи қарарларни чиқиридиғанлиғини толуқ чүшинәлмәймиз. Шуниңға мувапиқ һалда әлчи Паул Йәһва Худа тоғрисида мундақ сөзләрни қилған: «Униң һөкүмлиригә әқил йәтмәслик» (Рим. 11:33).
3, 4. Биз бәзи вақитларда немә тоғрисида ойлишимиз мүмкин вә бу мақалидә немини көрүп чиқимиз? (Йоһ. 5:28, 29)
3 Биз бәлким Ибраһим пәйғәмбәргә охшаш соалларни сориғандимиз. Һәтта йәнә шундақ ойлиғандимиз: «Йәһва йоқ қилған Содом вә Гоморра шәһәрлиридики кишиләргә охшаш адәмләрни келәчәктә тирилдүрүләмду? Улар тирилгәндә “һәққаний әмәсләрниң” арисида боламду?» (Әлч. 24:15)
4 Қайта тирилиш һәққидики чүшәнчилиримизни қайта көрүп чиқайли. Биз йеқинда һаятлиқ үчүн тирилиш билән һөкүм үчүн тирилиш һәққидә ениқ чүшәнчигә егә болдуқ a (Йоһан 5:28, 29ни оқуң). Мошу чүшәнчә бизни техиму өзгәртишләрни елип беришқа дәвәт қилди. Мошу вә кейинки мақалидә шулар һәққидә муһакимә қилимиз. Йәһваниң һәққаний һөкүмлири тоғрисида биз алди билән немини билмәйдиғанлиғимизни вә кейин немини билидиғанлиғимизни көрүп чиқимиз.
БИЗ НЕМИНИ БИЛМӘЙМИЗ
5. Илгирики нәшрий материаллиримизда Содом вә Гоморра һәққидә немә ейтилған?
5 Илгири нәшрий материаллиримизда Йәһва һәққаний әмәс дәп һөкүм қилғанларға немә қилидиғанлиғи һәққидә үгәнгән едуқ. Биз уларниң Содом вә Гоморра шәһәрлиридики кишиләргә охшаш келәчәктә үмүти болмайду дәп ейтқан едуқ. Амма давамлиқ дуа қилип, тәтқиқ қилиш арқилиқ биз шундақ ейталмайдиғанлиғимизни ениқ көрүп йәттуқ.
6. Йәһваниң һәққаний әмәс кишиләргә қарши чиқарған һөкүмлири тоғрисида мисал кәлтүрүң.
6 Бир қатар соалларни муһакимә қилип көрүң. Муқәддәс китаптики бәзи үзүндиләр Йәһваниң һәққаний әмәс кишиләргә қарши чиқарған һөкүмлири тәсвирләнгән. Мәсилән, Топан сүйидә һалак болғанларниң сани яки Йәһва Өз хәлқини Вәдә қилинған зиминда йоқ қилишқа буйриған йәттә милләтниң қанчилик адәм өлүп кәткәнлиги бизгә намәлум. Униңдин башқа, Йәһваниң бир пәриштиси бир кечидә 185 000 ассурийәлик әскәрләрни өлтүргән (Ярит. 7:23; Қ. шәр. 7:1—3; Йәшая 37:36, 37). Мошу барчә вәзийәтләрдә Муқәддәс китап бизгә Йәһва өлүмгә һөкүм қилғанларниң һәрбири мәңгүгә һалак қилинип, уларниң һечбири қайта тирилдүрмәйдиғанлиғи һәққидә ениқ бир нәрсә дәп берәмду? Яқ, бәрмәйду. Немә үчүн биз шундақ дейәләймиз?
7. Биз Топан сүйи яки Қанан зиминида болған урушларда һалак қилинған инсанлар һәққидә немини билмәймиз? (рәсимгә қараң)
7 Биз Йәһваниң һәрбир киши үстидин шәхсән қандақ һөкүм чиқарғанлиғини билмәймиз. Йәнә шу өлтүрүлгәнләрниң Йәһва һәққидә үгинип, товва қилиш пурсити болған-болмиғанлиғини билмәймиз. Муқәддәс китапта Топан сүйи һәққидә ейтилғанда, Нуһниң һәққанийлиқ вәз ейтқучи болғанлиғи тилға елиниду (Пет. 2-х. 2:5). Бирақ у ғайәт йоған кемини ясаватқанда, униң йәр йүзидики кишиләрниң һәрбирини шәхсән Топан сүйи һәққидә агаһландурғанлиғи тилға елинмиған. Шуниңға охшаш биз Қанан зиминида яшиған барлиқ рәзил кишиләрниң Йәһва һәққидә үгинип, яман йоллиридин кетип, өзгириш пурсити болғанлиғини билмәймиз.
8. Биз Содом вә Гоморрада яшиған адәмләр һәққидә немиләрни билмәймиз?
8 Йәһва Содом вә Гоморра шәһәрлирини вәйран қилғанда, өлүп кәткән кишиләрчу? Уларниң арисида Лут исимлиқ бир һәққаний киши яшиған еди. Амма биз Лутниң шу шәһәрлиридики барлиқ кишиләргә вәз қилғанлиғини билимизму? Яқ, билмәймиз. Улар һәқиқәтән рәзил кишиләр еди, лекин уларниң һәрбири немә тоғра, немә хата екәнлигини билгәнму? Қаримаққа, улар билмигән. Әмәлийәттә, Содомдики бир топ әрләрниң Лутниң өйигә кәлгән меһманларға басқунчилиқ қилмақчи болғанлиғини әсләп көрәйли. Муқәддәс китап әшу әрләрниң арисида қерилар вә яшларниң барлиғини ейтиду (Ярит. 19:4; Пет. 2-х. 2:7). Рәһим-шәпқәтлик Худа Йәһва шуларниң һечбириниң келәчәктә тирилмәйдиғанлиғини қарар қилғанму? Яқ, биз уни билмәймиз. Йәһва Ибраһимға әшу шәһәрдә һәтта он һәққаний адәм тепилмайдиғанлиғини ейтқан (Ярит. 18:32). Шуңлашқа улар һәқиқәтән һәққаний әмәс кишиләр болуп, Йәһва уларни өз қилмишлири үчүн адаләт билән җавапкарлиққа тартқан. Ундақта, биз әшу кишиләрниң һечқайсиси һөкүм үчүн тирилмәйду дәп ейталаймизму? Яқ, биз шундақ ейталмаймиз!
9. Биз Сулайман һәққидә немиләрни билмәймиз?
9 Йәнә бир тәрәптин биз Муқәддәс китаптин һәққаний кишиләрниң һәққаний әмәсләргә өзгәргәнлигини оқалаймиз. Буниң бир мисали — Сулайман падиша. У Худаниң йоллирини толуқ үгәнгән вә Йәһва уни көп бәрикәтлигән еди, амма у кейин сахта илаһларға чоқунушқа башлиған. Униң гуналири Йәһваниң ғәзәп нәпритини қозғап, барлиқ Исраил хәлқи нәччә йүз жил Сулайманниң гуналири үчүн азап-оқубәтләрни чәккән. Илгири узун жиллар давамида биз Сулайман тирилдүрилиду дәп қарап кәлгән, чүнки Муқәддәс Язмилар Сулайманниң Давут падишаға охшаш садиқ кишиләрни өз ичигә алған өз әҗдатлири билән биллә дәпнә қилинғанлиғини ейтиду (Пад. 1-яз. 11:5—9, 43; Пад. 2-яз. 23:13). Амма униң шундақ дәпнә қилиши Йәһваниң кәлгүсидә Сулайманни қайта тирилдүридиғанлиғини билдүрәмду? Муқәддәс китапта һечнемә дейилмигән. Лекин бәзиләр Сулайман тирилдүрилиду дәп ойлиши мүмкин, сәвәви Муқәддәс китап: «Өлгән киши гунадин азат қилиниду»,— дәйду (Рим. 6:7). Тоғра, шундақ йезилған, амма бу һәргизму өлгәнләрниң һәммисиниң қайта тирилидиғанлиғини билдүрмәйду. Демәк бу бир киши өлгәндин кейин, қайта яшаш һоқуқи болидиғанлиғини билдүрмәйду. Тирилдүрүлүш рәһим-шәпқәтлик Худайимиздин кәлгән бир соғат. Худа бу соғатни Униңға мәңгү ибадәт қилишни халайдиғанларға бериду (Аюп 14:13, 14; Йоһ. 6:44). Ундақта Сулайман бу соғатқа еришәләмду? Җавапни пәқәт Йәһва билиду. Биз шуни билимизки, Йәһва җәзмән адил иш қилиду.
БИЗНИҢ БИЛИДИҒИНИМИЗ
10. Йәһва адәмләрниң һалак болушиға қандақ қарайду? (Әзәкиял 33:11) (Рәсимгиму қараң.)
10 Әзәкиял 33:11ни оқуң. Бизниң билидиғинимиз инсанлар үстидин һөкүм қилишқа тоғра кәлгәндә, Йәһва Өзиниң қандақ һис-туйғуда болидиғанлиғини бизгә ейтип бериду. Әлчи Петрус Әзәкиял пәйғәмбәрниң язғанлириға охшаш, мундақ сөзләрни қилған: «Йәһва. . . һечкимниң һалак болушини халимайду» (Пет. 2-х. 3:9). Бу кишигә тәсәлли беридиған һәқиқәткә асасән, биз Йәһваниң бирақла пүткүл инсанларни дәрһал һалак қиливетишкә алдиримайдиғанлиғини билимиз. У интайин рәһим-шәпқәтлик, мүмкинқәдәр кишиләргә һәрдайим рәһим-шәпқитини көрситиду.
11. Ким тирилмәйду вә буни қәйәрдин билимиз?
11 Биз тирилдүрүлмәйдиған кишиләр һәққидә немини билимиз? Муқәддәс китапта пәқәт бирқанчә мисал тилға елинған b. Әйса Мәсиһ Йәһуда Ишқарийот тирилдүрүлмәйдиғанлиғини тәкитлигән (Марк 14:21; Йоһ. 17:12-айәтләргиму қараң). Йәһуда билип туруп, қәстән Йәһва Худа вә Униң оғлиға қарши ишни қилған (Марк 3:29). Шуниңға охшаш, Әйса өзигә қарши чиққан бәзибир диний рәһбәрләрниң қайта тирилиш үмүти болмайдиғанлиғини ейтқан (Мәт. 23:33; Йоһ. 19:11-айәтләргиму қараң). Әлчи Паулму товва қилмайдиған, һәқиқәттин үз өргүчиләрниң тирилдүрүлмәйдиғанлиғи һәққидә агаһландуруш бәргән (Ибр. 6:4—8; 10:29).
12. Биз Йәһваниң рәһим-шәпқити тоғрисида немиләрни билимиз? Мисалларни кәлтүрүң.
12 Бирақ биз Йәһваниң рәһим-шәпқити һәққидә немиләрни билимиз? У Өзиниң һечкимниң һалак болушини халимайдиғанлиғини қандақ көрсәткән? Униң еғир гуна өткүзгәнләргә қандақ рәһим-шәпқәт қилғанлиғини ойлап көрүң. Падиша Давут зина вә қатиллиқни өз ичигә алған бәзи еғир гуналарни өткүзгән. Лекин Давут товва қилған, шуңа Йәһва рәһим-шәпқәт көрситип, уни кәчүргән (Сам. 2-яз. 12:1—13). Падиша Манассәниң һаятиниң көп қисими рәзил ишларни қилиш билән өткән. Һәтта у чекидин ашқан гунакар болсиму, Йәһва униң товва қилғиниға қарап, рәһим-шәпқәт көрситип уни кәчүргән (Тар. 2-яз. 33:9—16). Мошу мисаллар бизгә шуни әскәртидуки, рәһим-шәпқәт көрситишкә сәвәп тепилса, Йәһва һәрдайим рәһим-шәпқәт көрситиду. У келәчәктә шундақ кишиләрни тирилдүриду. Чүнки улар өзлириниң еғир гуналарни өткүзгәнлигини етирап қилип, товва қилған.
13. а) Немә үчүн Йәһва Нинәвәһ хәлқигә рәһим-шәпқәт көрсәткән? ә) Кейин Әйса Мәсиһ Нинәвәһ хәлқи һәққидә немә дегән?
13 Биз йәнә Йәһваниң Нинвәһ шәһиридики хәлиқкә рәһим-шәпқәт көрсәткәнлигини билимиз. Худа Юнус пәйғәмбәргә шундақ дегән: «Уларниң вәһшиликлири Маңа йәткәнлиги һәққидә җакала». Бирақ улар өз гуналири үчүн товва қилғанда, Худа меһрибанлиқ билән уларни кәчүргән. Йәһва Юнусқа қариғанда рәһим-шәпқәтлик еди. Худа әшу ғәзәпләнгән пәйғәмбәргә шундақ әскәртиш бәргән, Нинәвәһ шәһәрдикиләр «оң қолини сол қолидин пәриқләлмәйдиған» кишиләр (Юнус 1:1, 2; 3:10; 4:9—11). Кейин Әйса әшу мисални ишлитип, Йәһваниң адалити вә рәһим-шәпқити һәққидә тәлим бәргән. Әйса товва қилған Нинәвәһ хәлқиниң һөкүм күни тирилдүрүлидиғанлиғини ейтқан (Мәт. 12:41).
14. Нинәвәһликләр «Сот күни» «тирилип» туриду дегән сөз немини билдүриду?
14 Нинәвәһ хәлқи «Сот күни» «тирилип» туриду дегән сөз немини билдүриду? Әйса келәчәктә һөкүм үчүн тирилиш болидиғанлиғи һәққидә тәлим бәргән (Йоһ. 5:29). Шу чағда Әйса өзиниң миң жиллиқ һөкүмранлиқ қилидиған мәзгилини көздә тутқан. Шу мәзгилдә «һәққанийлар билән һәққаний әмәсләр» қайта тирилиду (Әлч. 24:15). Һәққаний әмәс кишиләр һөкүм үчүн тирилиду. Демәк Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһ уларниң иш-һәрикәтлири вә Худа һәққидики тәлимләргә қандақ инкас қайтурғанлиғиға қарайду. Әгәр өлүмдин қайта тирилгән бир нинәвәһлик киши һәқ ибадәткә қошулушни рәт қилса, Йәһва униңға давамлиқ яшашқа йол қоймайду (Йәшая 65:20). Амма Йәһваға садақәтмәнлик билән ибадәт қилишни таллиған барчә кишиләр рәһим-шәпқәтлик билән һөкүм қилиниду. Уларниң мәңгү яшаш пурсити болиду (Дан. 12:2).
15. а) Немә үчүн Содом вә Гоморра шәһәрлиридики кишиләрниң һечбири тирилдүрүлмәйду дәп ениқ ейталмаймиз? ә) Йәһуда 7-айәттики сөзләрни қандақ чүшинишкә болиду? ( «Йәһуда немә демәкчи болған?» намлиқ рамкиға қараң.)
15 Содом вә Гоморра хәлқи һәққидә сөз қилғанда, Әйса «Сот күни[дә]» уларниң үстидин чиқирилидиған һөкүм, Әйсаниң заманида уни вә униң тәлимлирини рәт қилған кишиләрниң үстидин чиқирилидиған һөкүмидин яхширақ болидиғанлиғини ейтқан (Мәт. 10:14, 15; 11:23, 24; Луқа 10:12). У немә демәкчи болған? Биз Әйса мошу вәзийәттә бир мубалиғә (гипербола) ишлитип, муһим нуқтини тәкитлигән дәп қаришимиз мүмкин. Бирақ Әйса удул мәнада Содом вә Гоморра хәлқи һәққидә сөзлигән c. Мошу йәрдә Әйса нинәвәһликләр «Сот күни» тирилдүрүлидиғанлиғини ейтқанда, удул мәнада шундақ болидиғанлиғини көздә тутқан еди. нинәвәһликләргә охшаш Содом вә Гоморра шәһиридикиләрму рәзил ишларни қилған. Униңдин башқа, Әйсаниң һөкүм үчүн тирилиш һәққидә ейтқанлирини әстә сақлаң. У «яманлиқ қилғанлар[ни]» өз ичигә алиду (Йоһ. 5:29). Бәлким Содом вә Гоморра шәһәрлиридики кишиләрниң аз бир қисимлири тирилдүрүлүши вә биз уларға Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһ һәққидә тәлим бериш пурситигә еришишимиз мүмкин.
16. Йәһваниң тирилдүрүлүшкә қарита қандақ һөкүм қилидиғанлиғи һәққидә немиләрни билимиз? (Йәрәмия 17:10)
16 Йәрәмия 17:10ни оқуң. Бу айәт бизгә Йәһваниң қандақ һөкүм қилидиғанлиғини билишимизгә ярдәм бериду. Йәһва әзәлдин инсан қәлбини күзитип, униң нийәт-мәхсәтлирини тәкшүргүчидур. Кәлгүси тирилдүрүлүшкә кәлсәк, Худа һәрбир кишигә тутқан йоллириға қарап һөкүм чиқириду. Йәһва зөрүр болғанда қаттиқ туриду, бирақ қачан рәһим-шәпқәт көрситишкә пурсәт туғулса рәһимдил болиду. Шуңлашқа, әгәр Муқәддәс китапта ениқ бир нәрсә ейтилғанлиғини билмисәк, бир киши тирилмәйду дәп хуласә чиқармаслиғимиз керәк.
ПҮТКҮЛ ЙӘР-ҖАҺАННИҢ СОТЧИСИ АДИЛ ҺӨКҮМ ЧИҚИРИДУ
17. Өлүп кәткән кишиләргә келәчәктә немә болиду?
17 Адәм ата билән Һава ана Шәйтанға қошулуп, Йәһва Худаға қарши исиян көтәргәндин таки бүгүнки күнгә қәдәр миллиардлиған инсанлар өлүп кәтти. Һәқиқәтән дүшминимиз болған өлүм көп мол һосулни жиғди (Кор. 1-х. 15:26). Ундақта әшу кишиләргә немә болиду? Сани чәклик, йәни 144 000 Мәсиһниң садиқ әгәшкүчилири тирилдүрүлүп, асманда өлмәс һаятлиққа еришиду (Вәһ. 14:1). Көп санидики Йәһвани сөйидиған әр-аяллар тирилдүрилиду. Әгәр улар Әйсаниң миң жиллиқ һөкүмранлиқ мәзгилидә садақәтмәнлигини сақлап, ахирқи синақ вақтида садиқ болуп қалса, йәр йүзидики җәннәттә мәңгү яшайду (Дан. 12:13; Ибр. 12:1). Йәнә миң жиллиқ һөкүмранлиқ мәзгилидә һәққаний әмәсләр, йәни һечқачан Йәһваға ибадәт қилмиған яки яманлиқ қилғанлар тирилдүрүлүп, өзлириниң яман иш-һәрикәтлирини өзгәртип, Йәһва Худаға садиқлиқ билән хизмәт қилиш пурситигә еришиду (Луқа 23:42, 43). Шундақтиму бәзи кишиләр интайин рәзил болғач, Йәһва вә Униң ирадисигә қарши исиян көтиришини қарар қилғач, Йәһва уларни тирилдүрүлмәсликни қарар қилған (Луқа 12:4, 5).
18, 19. а) Немә үчүн Йәһва өлүп кәткән кишиләр үстидин адил һөкүм чиқарғанлиғиға қәтъий ишинәләймиз? (Йәшая 55:8, 9) ә) Кейинки мақалидә биз немиләрни муһакимә қилимиз?
18 Йәһва кишиләр үстидин һөкүм қилғанда, У һәрдайим адил һөкүм чиқарғанлиғиға биз қәтъий ишинәләймизму? Әлвәттә! Ибраһим пәйғәмбәр яхши чүшәнгәндәк, «пүткүл йәр-җаһанниң Сотчиси» Йәһва мукәммәл, әқил-парасити чәксиз, рәһим-шәпқәтлик Худадур. У аллиқачан Өз оғли Әйсани тәрбийиләп, пүткүл һөкүм қилиш ишини униңға тапшурған (Йоһ. 5:22). Ата вә Оғул һәр иккиси һәрбир инсанниң қәлбидә немә барлиғини биләләйду (Мәт. 9:4). Һәрбир вәзийәттә улар чоқум адил иш қилиду!
19 Йәһваниң барчә чиқарған қарарлириниң чоқум тоғра екәнлигигә ишинишкә қәтъий бәл бағлайли. Шуни етирап қилимизки, бизниң һөкүм қилиш һоқуқимиз йоқ, амма шундақ қилишқа пәқәт Йәһва һоқуқлуқ! (Йәшая 55:8, 9ни оқуң) Шуңлашқа, биз Йәһва вә Униң оғлиниң барлиқ һөкүмниң адил болидиғанлиғиға ишинимиз. Униңдин башқа, Падишайимиз Әйса Атисини мукәммәл үлгә қилип, адаләт вә рәһим-шәпқәт билән һөкүм қилидиғанлиғини билимиз (Йәшая 11:3, 4). Дәһшәтлик чоң балаю апәт мәзгилидә, Йәһва вә Әйса Мәсиһниң кишиләрни һөкүм қилиши һәққидә немә дейәләймиз? Биз немини билимиз вә немини билмәймиз? Кейинки мақалидә мошу соалларға җавап тапимиз.
142-НАХША Һәрхил инсанларға вәз қилимиз
b Адәм ата, Һава ана вә Қабил тоғрилиқ билиш үчүн «Күзитиш мунари» (рус) 2013-жил, январь ейиниң 12-бетигә қараң.
c Мубалиғә (гипербола) — бир нуқтини оттуриға мәхсәтлик вә ениқ қоюш үчүн һәддидин зиядә ашуруп баян қилиш. Амма Әйсаниң Содом вә Гоморра хәлқи тоғрисидики сөзи удул мәнада ейтилған болуши мүмкин, шуңа у мубалиғә әмәс.