33-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Йәһваға қолуңиздин келишичә хизмәт қилғиниңиздин хошал болуң
«Көзүң көрүдиған нәрсиләрдин һалавәт тепиш хам хиял сүрүштин һәм уларни қоғлаштин яхширақ» (ВӘЗ 6:9).
28-НАХША Йеңи нахша
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Йәһваға қолдин келишичә көпирәк хизмәт қилиш үчүн, көплигән қериндашлар қандақ тиришчанлиқ көрситиватиду?
БУ рәзил дунияниң ахирлишишиға аз қалғансири, қилидиған ишлиримизму көп (Мәт. 24:14; Луқа 10:2; Пет. 1-х. 5:2). Һәммимиз Йәһваға қолумиздин кәлгиничә хизмәт қилишни халаймиз. Шуңа бәзиләр йеңи территориядә хизмәт қилишқа көчуватиду. Бәзиләр пионер сүпитидә хизмәт қилишни үмүт қилиду. Башқилири болса, Бәйтәлдә хизмәт қилиш яки Йәһваға ибадәт қилишта зөрүр болған беналарниң қурулушиға ярдәм беришни үмүт қилиду. Көплигән бурадәрләр хизмәт ярдәмчиси яки ақсақал сүпитидә хизмәт қилишқа лайиқ болуш үчүн тиришиду (Тим. 1-х. 3:1, 8). Йәһва Өз хәлқи арисида шундақ тәйярлиқ роһини көргәндә, Униң көңли қанчилик хурсән болиду, һә! (Зәб. 110:3; Йәшая 6:8)
2. Бәзи көзлигән роһий мәхситимизгә йетәлмигәндә, өзүмизни қандақ һис қилишимиз мүмкин?
2 Әгәр биз көп вақтимизни сәрип қилип, көзлигән роһий мәхсәтлиримизгә йетәлмисәк, бәлким үмүтсизлинишкә башлаймиз. Яшинип қалғинимиз яки башқа сәвәпләр түпәйли, Йәһваниң тәшкилатида бәзи ишларни қилалмисақ, көңлүмиз йерим болуши мүмкин (Пәнд н. 13:12). Мелиса b дәл шундақ ишни баштин кәчүргән. У Бәйтәлдә хизмәт қилиш яки Падишалиқ вәз ейтқучилири мәктивигә беришни шунчилик арзу қилған еди. Бирақ у шундақ дәйду: «Әшу өлчәмләргә мас кәлмидим. Һазир мән үчүн әшу имтиязлар пәқәтла арзу-арман. Бәзидә бәк үмүтсизлинип кетимән».
3. Бәзи имтиязларға еришишкә лайиқ болуш үчүн, немә қилишқа тоғра келиши мүмкин?
3 Бәзиләр яш, тән-саламәтлиги яхши болсиму, бәзи имтиязларға еришишкә лайиқ болуши үчүн роһий җәһәттин йетилиши зөрүр. Демәк, улар бәзи пәзиләтләрни йетилдүргәнлигини көрситиши керәк. Улар бир тәрәптин әқиллиқ, кәскин вә қизғин болсиму, йәнә бир тәрәптин сәвир-тақәтлик, әстаидил вә иззәт-һөрмәт көрситишни үгиниши лазим. Әгәр сиз зөрүр болған пәзиләтләрни йетилдүрүш үчүн алаһидә тиришчанлиқ көрсәтсиңиз, бурадәрләр сизгә вәзипиләрни бериши мүмкин. Никниң мисалини көрүп бақайли. У 20 йешида хизмәт ярдәмчиси сүпитидә тәйинләнмигәнлиги үчүн қаттиқ үмүтсизләнгән. У мундақ дәйду: «Өзүмдә чоқум бир камчилиқ бар дәп һис қилдим». Амма Ник бәл қоювәтмигән. У җамаәттә вә вәз хизмәттә қолдин келишичә әң яхшисини қилишқа тиришқан. Һазир у Бәйтәл комитетиниң бир әзаси сүпитидә хизмәт қиливатиду.
4. Бу мақалидә немини муһакимә қилимиз?
4 Көзлигән бир роһий мәхситиңизгә техи йәтмигән болсиңиз, үмүтсизлиниватамсиз? Шундақ болса, өз һис-туйғулириңизни Йәһваға ейтип бериң (Зәб. 37:5—7). Униңдин башқа етиқатта йетилгән қериндашлардин өзүңизниң Худаға хизмәт қилиш үчүн, қайси пәзиләтләрни йетилдүрүшиңиз керәклиги һәққидә мәслиһәт сорап, уларниң бәргән мәслиһитини әмәлий қоллинишқа қолуңиздин кәлгиничә тиришип көрүң. Шундақ қилсиңиз, имтиязға еришишиңиз яки көзлигән мәхситиңизгә йетишиңиз мүмкин. Бирақ жуқурида тилға алған Мелисаниң вәзийитигә охшаш, сиз арзу қилған имтиязға һазирниң өзидә еришәлмәслигиңиз мүмкин. Шундақ вәзийәттә болсиңиз, хошаллиғиңизни сақлап қелиш үчүн немә қилалайсиз? Бу соалға җавап тепиш үчүн, бу мақалидә төвәндикиләрни муһакимә қилимиз: 1) сизгә немә хошаллиқ ата қилиду, 2) қандақ қилип хошаллиғиңиз үстигә хошаллиқ қошалайсиз вә 3) хошаллиғиңиз үстигә хошаллиқ қошуш үчүн қандақ мәхсәтләрни қойсиңиз болиду?
СИЗГӘ НЕМӘ ХОШАЛЛИҚ АТА ҚИЛИДУ?
5. Хошал болушимиз үчүн немигә диққәт қаритишимиз керәк? (Вәз 6:9)
5 Вәз 6:9-айттә (оқуң) көрситилгәндәк, хошаллиқ тепишимизға немә ярдәм бериду? Киши өзидә бар нәрсиләргә рази болса, йәни һазирқи вәзийитигә қанаәт қилса, хошаллиқ тапиду. Әксичә, киши өзидә йоқ нәрсиләргә интилса, һәргизму қанаәт һис қилалмайду. Буниңдин немини үгинәләймиз? Хошаллиқ тепиш үчүн чоқум өзүмиздә бар нәрсиләргә вә һазир йетәләйдиған мәхсәтләргә диққитимизни ағдурушимиз керәк.
6. Биз һазир қайси тәмсилни көрүп чиқимиз вә шу тәмсилдин немини үгинимиз?
6 Өзүңиздә бар нәрсиләргә рази болуш һәқиқәтән мүмкинму? Әлвәттә, мүмкин! Өзүмиздә бар нәрсиләргә рази болуп, һәқиқий хошаллиқ тапалаймиз. Мәтта 25:14—30 айәтләрдә Әйсаниң талант һәққидә ейтқан тәмсилидә хошаллиқни қандақ тапалайдиғанлиғимиз чүшәндүрүлгән. Биз хошаллиқни қандақ тепиш, һәтта һазирқи шараитимизда хошаллиғимиз үстигә хошаллиқ қошуш һәққидә үгинимиз.
ХОШАЛЛИҒИҢИЗ ҮСТИГӘ ХОШАЛЛИҚ ҚОШУҢ
7. Әйсаниң талантлар һәққидики тәмсилини қисқичә ейтип бериң.
7 Тәмсилдә бир киши сәпәргә чиқмақчи болған. Сәпәргә чиқишниң алдида, у чакарлирини чақирип, һәрбиригә тиҗарәт қилиш үчүн талантларни бәргән c. Уларниң қабилийәтлиригә қарап, у биринчи чакариға 5 талант, йәнә биригә 2 талант вә үчинчисигә 1 талант бәргән. Дәсләпки икки чакар ғоҗайини бәргән пулларни ишлитип, көпирәк пул тепишқа тиришқан. Бирақ үчинчиси болса, һеч иш қилмиған. Нәтиҗидә, ғоҗайин уни хизмитидин бошатқан.
8. Тәмсилдики биринчи чакар немә үчүн хошал болған?
8 Биринчи чакар ғоҗайиниң өзигә 5 талант бәргинидин интайин хошал болған. Бу наһайити көп пул болғачқа, ғоҗайинниң бу чакариға толуқ ишәнч қилғанлиғи көрүнүп туратти. Ундақта иккинчи чакарчу? У биринчи чакардәк көп талантқа еришмигини үчүн үмүтсизләнсә болатти. Бирақ у немә қилған?
9. Иккинчи чакар һәққидә Әйса немә демигән? (Мәтта 25:22, 23)
9 Мәтта 25:22, 23ни оқуң. Әйса, иккинчи чакар пәқәт 2 талантқа еришкини үчүн көңли йерим болғанлиғи яки нарази болғанлиғи һәққидә һечнемә демигән. Әйса шу чакарниң шикайәт қилип: «Мәнму 5 талантқа еришкән чакардәк қабилийәтлик едимғу? Немә үчүн ғоҗайин мәндин хурсән болмиди? Мән яхшиси бу 2 талантни көмүп ташлап, өз аиләм үчүн ишләйчу»,— дегәнлигини ейтмиған.
10. Иккинчи чакар қолида бар икки таланти билән немә қилған?
10 Худди биринчи чакарға охшаш, иккинчи чакарму өзигә тапшурулған мәсъулийәткә әстаидил қарап, тиришип өз хоҗайиниға хизмәт қилған. Нәтиҗидә, у ғоҗайини бәргән икки талантни төрт талант қилған. Ғоҗайин чакарниң көрсәткән тиришчанлиғи үчүн уни мукапатлиған. Ғоҗайин чакаридин хурсән болупла қалмай, йәнә униңға техиму көпирәк вәзипиләрни тапшурған!
11. Хошалиғиңиз үстигә хошаллиқни қандақ қошалайсиз?
11 Мошу тәмсилидики чакарларға охшаш, бизму Йәһваға хизмәт қилишта өзүмизгә тапшурулған вәзипини көңүл қоюп орунлаш арқилиқ хошаллиғимиз үстигә хошаллиқ қошалаймиз. Вәз хизмәтниң вә җамаәтниң түрлүк иш-паалийәтлиригә қизғин қатнишиң (Әлч. 18:5; Ибр. 10:24, 25). Җамаәт жиғилишлириға алдин-ала тәйярлиқ қилип бериң. Шунда башқиларға илһам беридиған җавапларни берәләйсиз. Һәптә арилиғидики жиғилишта сизгә оқуғучилар тапшуруғи берилсә, әстаидил тәйярлиқ қилиң. Әгәр җамаәттә бири сиздин ярдәм сориса, сөзиңиздә туруп вақитқа әмәл қилиң. Сизгә тапшурулған вәзипини муһим әмәс, униңға көп вақит сәрип қилишимниң һаҗити йоқ дәп ойлимаң. Өз хизмитиңиздә маһир болушқа тиришиң (Пәнд н. 22:29). Роһий иш-паалийәтләр вә тапшурулған вәзипиңизни көңүл қоюп қилсиңиз, шу ишлириңизда техиму маһир болуп, хошаллиғиңиз үстигә хошаллиқ қошалайсиз (Гал. 6:4). Шундақла, башқилар сиз еришишни үмүт қилған имтиязға еришкәндә, сизниң улар билән биргә хошал болушиңиз асанирақ болиду (Рим. 12:15; Гал. 5:26).
12. Икки қериндишимиз көпирәк хошаллиқ тепиш үчүн немә қилған?
12 Бәйтәлдә хизмәт қилиш яки Падишалиқ вәз ейтқучилири үчүн мәктивигә қатнишишни арзу қилған Мелиса қериндишимиз ядиңиздиму? Гәрчә у көзлигән мәхситигә йетәлмигән болсиму, у шундақ дегән: «Мән пионерлиқ хизмитигә вә түрлүк усулда вәз қилишқа қатнаштим. Бу мениң хошаллиғимға хошаллиқ қошти». Ник бурадәр есиңиздиму? У ярдәмчи хизмәтчиси сүпитидә тәйинләнмигәндә, үмүтсизликни қандақ йәңгән? У мундақ дәйду: «Мән өзүмдә бар имтиязларға диққитимни қараттим, йәни вәз хизмәткә көпирәк қатнаштим вә җамаәт жиғилишлирида илһам беридиған җавапларни беришкә тириштим. Мән йәнә Бәйтәлдә хизмәт қилиш үчүн илтимасни толдурдум вә кейинки жили Бәйтәлгә чақирилдим».
13. Ишларни көңүл қоюп қилсиңиз, нәтиҗиси қандақ болиду? (Вәз 2:24)
13 Һазир тапшурулған вәзипиләрни көңүл қоюп қилсиңиз, сиз келәчәктә техиму көпирәк вәзипиләргә еришәләмсиз? Бәлким, Никка охшаш еришисиз. Амма худди Мелисаға охшаш еришәлмисиңиз, Йәһваға һазир қиливатқан ишиңиздин мәмнун болуп, хошаллиғиңиз үстигә хошаллиқ қошалайсиз (Вәз 2:24ни оқуң). Көрсәткән тиришчанлиғиңизниң Устазимиз Әйса Мәсиһни хошал қилидиғанлиғини билиш, бизгә техиму зор хошаллиқ беғишлайду.
ХОШАЛЛИҚ ҮСТИГӘ ХОШАЛЛИҚНИ ҚОШУШ ҮЧҮН МӘХСӘТЛӘРНИ ҚОЮҢ
14. Алдимизға мәхсәтләрни қойғанда, немиләрни әстә сақлишимиз керәк?
14 Өзүңизгә тапшурулған вәзипигә диққәт қаритиш — Йәһваға техиму көпирәк хизмәт қилишниң пурсәтлирини издәшни тохтитишни билдүрмәйду. Алдимизға роһий мәхсәтләрни қоюшимиз керәк. Шу арқилиқ вәз хизмәттә техиму үнүмлүк болалаймиз вә қериндашлиримизға ярдәм берәләймиз. Диққитимизни өзүмизгә әмәс, бәлки пәм-парасәт вә кәмтәрлик билән башқиларға хизмәт қилишқа қаратсақ, көзлигән мәхсәтлиримизгә йетимиз (Пәнд н. 11:2; Әлч. 20:35).
15. Қандақ мәхсәтләр хошаллиғимиз үстигә хошаллиқ қошалайду?
15 Қандақ мәхсәтләрни қойсиңиз болиду? Әгәр қандақ мәхсәтни қоюшни билмисиңиз, Йәһвадин әқил-парасәт сорап дуа қилиң (Пәнд н. 16:3; Яқуп 1:5). Бәлким, бу мақалидики биринчи абзацта тилға елинған мәхсәтләргә йетишкә тиришсиңиз болиду. Мәсилән, пионер яки ярдәмчи пионер болуш, Бәйтәлдә хизмәт қилиш яки Худаға ибадәт қилишта зөрүр болған беналарни селиш ишлириға ярдәм бериш. Йә болмиса, сизниң йеңи тилни үгинип өз райониңизда яки башқа районға көчүп вәз қилиш имканийитиңиз бар болуши мүмкин. Бәзи мәхсәтләрни қоюш үчүн, «Йәһваниң ирадисини орунлайдиған тәшкилат» намлиқ китапниң 10-бабини оқусиңиз яки ақсақаллар билән сөһбәтләшсиңиз болиду d. Қойған мәхсәтлиримизгә тиришсақ, башқилар роһий җәһәттин өсүп йетиливатқинимизни көрәләйду вә хошаллиғимиз үстигә хошаллиқ қошулиду.
16. Көзлигән мәхситиңизгә һазирниң өзидә йетәлмисиңиз, немә қилсиңиз болиду?
16 Әгәр мошу мақалидә тилға елинған мәхсәтләрниң биригә йетиш һазир мүмкин болмисичу? Ундақта өзүңиз йетәләйдиған йеңи бир мәхсәтни қоюшқа тиришип көрүң. Шундақ қилишниң бәзи йоллирини көрүп бақайли.
17. Тимотийға 1-хәт 4:13, 15-айәтләргә асасән, яхши тәлим бәргүчи болуш үчүн бурадәр немә қилса болиду?
17 Тимотийға 1-хәт 4:13, 15ни оқуң. Әгәр сиз чөмдүрүлгән бурадәр болсиңиз, сөзләш вә тәлим бериш маһаритиңизни өстүрүшкә тоғра келиши мүмкин. Немә үчүн? Сәвәви оқуш, сөзләш вә тәлим бериш маһаритиңизни җан-дилиңиз билән ашурсиңиз, тиңшиғучилириңиз пайдисини көриду. «Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли» китапчидики һәрбир маһарәт үстидә тәтқиқ қилип, уни әмәлий қоллиниш үчүн мәхсәт қоюң. Һәр қетим бир маһарәтни тәтқиқ қилип, өйүңиздә мәшиқ қилиң вә нутуқ ейтқанда, шу маһарәтни әмәлий қоллиниң. Мәхсус мәслиһәт бәргүчи яки сөз қилиш вә тәлим бериш үчүн чин дилидин әҗир сиңдүриватқан башқа ақсақаллардин мәслиһәт сораң e (Тим. 1-х. 5:17). Диққитиңизни пәқәт маһарәтни үгинишкә қаратмай, бәлки тиңшиғучилириңизниң аңлиғанлирини һаятида әмәлий қоллинишиға вә иман-етиқадини күчәйтишигә ярдәм беришкә қаритиң. Шундақ қилсиңиз, өзүңизни вә башқиларни хошал қилалайсиз.
18. Вәз хизмәттә көзлигән мәхсәтләргә йетишимизгә немә ярдәм берәләйду?
18 Һәммимизгә вәз қилип, шагиртларни тәйярлаш вәзиписи тапшурулған (Мәт. 28:19, 20; Рим. 10:14). Тапшурулған муһим ишни орунлаш үчүн, маһаритиңизни өстүрүшни халамсиз? «Тәлим бериш» китапчисини тәтқиқ қилип, үгәнгәнлириңизни әмәлий қоллиниш үчүн ениқ мәхсәтләрни қоюң. Сиз «Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири» вә һәптә арилиғида көрситилгән үлгилик сөһбәтләр видеосидин қошумчә қоллинишқа болидиған мәслиһәтләргә еришәләйсиз. Түрлүк усулларни синап көрүп, өзүңизгә әң лайиғини таллаң. Мошу мәслиһәтләргә қулақ селип, маһарәтлик вәз ейтқучи болғиниңизда, чәксиз хошаллиққа чөмисиз (Тим. 2-х. 4:5).
19. Худани хурсән қилидиған пәзиләтләрни йетилдүрүш үчүн немә қилалайсиз?
19 Муһим мәхсәтләрниң бири — Худани хурсән қилидиған пәзиләтләрни йетилдүрүш екәнлгини унтумаң (Гал. 5:22, 23; Кол. 3:12; Пет. 2-х. 1:5—8). Бу мәхсәткә қандақ йетәләйсиз? Мәсилән, сиз күчлүк иман-етиқатни йетилдүрүшни халайсиз дәйли. Тәшкилатимиз нәшир қилған мақалиләрдин иман-етиқатни күчәйтиш һәққидә әмәлий мәслиһәтләрни тапалайсиз. Түрлүк синақларда иман-етиқатта чиң турған қериндашларниң үлгисини «JW интернет телевизиясидики» сөһбәтләр вә вақиәләр дегән сәһипидин тапалайсиз. Шу қериндашларниң үлгилирини өзүңизгә қандақ өрнәк қилалайдиғанлиғиңиз һәққидә чоңқур ойлиниң.
20. Хошаллққа хошаллиқ қошуш вә үмүтсизлик һис-туйғулирини азайтиш үчүн немә қилалаймиз?
20 Шәк-шүбһисизки, һәммимиз һазирқиға қариғанда Йәһваға көпирәк хизмәт қилишни арзу қилимиз. Йеңи дунияда Худаға һәммимизниң өзүмиз арзу қилғандәк хизмәт қилиш имканийитимиз болиду. Һазир өзүмиздә бар болған пурсәтләрни қәдирләйли. Шу арқилиқ хошаллиғимизға хошаллиқ қошуп, үмүтсизлик һис-туйғулиримизни азайталаймиз. Әң муһими, биз шат-хорам Худайимиз Йәһвани мәдһийиләймиз вә Униңға шан-шәрәп елип келәләймиз (Тим. 1-х. 1:11). Шуңа һазир өзүмиздә бар имтияздин хошал болайли!
45-НАХША Алға бас!
a Биз Йәһвани бәк яхши көргәч, қолумиздин кәлгиничә Униңға хизмәт қилишни халаймиз. Шу сәвәп, биз көпирәк хизмәт қилиш яки җамаәттә имтиязларға лайиқ болуш үчүн тиришимиз. Бирақ шунчә тиришчанлиқ көрсәткинимизгә қаримай, бәзи мәхсәтлиримизгә йетәлмәй қалсақчу? Қизғинлиқ билән Йәһваға хизмәт қилип, хошаллиғимизни сақлап қелишқа немә ярдәм бериду? Җававини Әйсаниң бир тәмсилидин тапалаймиз.
b Бәзи исимлар өзгәртилгән.
c СӨЗ-ИБАРӘ МӘНАСИ: Бир талант, адәттә бир кишиниң 20 жил ишләп тапқан пулиға тәң.
d Суға чөмдүрүлгән бурадәрләр ярдәмчи хизмәтчи яки ақсақаллар сүпитидә хизмәт қилишқа лаяқәтлик болуш үчүн, тиришчанлиқ көрситишкә дәвәт қилиниду. «Йәһваниң ирадисини орунлайдиған тәшкилат» намлиқ китапниң 5 вә 6-баплиридин шу лаяқәткә егә болуш һәққидә оқалайсиз.
e СӨЗ-ИБАРӘ МӘНАСИ: Мәхсус мәслиһәт бәргүчи җамаәттә һәрқандақ нутуқ ейтишқа тәйинләнгән ақсақаллар яки хизмәт ярдәмчилиригә зөрүр болғанда, шәхсән мәслиһәт беришкә тәйинләнгән ақсақал.
f СҮРӘТТӘ: Бир бурадәр яхширақ тәлим бәргүчи болуш мәхситигә йетиш үчүн бир китапчидин издиниватиду.
g СҮРӘТТӘ: Бир қериндишимиз нарәсмий вәз қилиш үчүн мәхсәтләрни қойғандин кейин, өзигә мулазимәт қиливатқан күткүчи қизға, алақилишиш карточкисини бериватиду.
h СҮРӘТТӘ: Көпирәк сехийлиқ көрситишни мәхсәт қилған бир қериндишимиз башқа қериндашни һәйран қалдурди.