32-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Яратқучиға болған етиқадиңизни күчәйтиң
«Етиқат..., гәрчә көрүнмәйдиған болсиму, әсли моҗут нәрсиниң рошән испати» (ИБР. 11:1).
15-НАХША Мәвҗудатлар Йәһвани мәдһийиләйду
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Яратқучи һәққидә қандақ тәлимләргә егә болдиңиз?
СИЗ Йәһва гувачисиниң аилисидә чоң болған болсиңиз, бәлким кичигиңиздин Йәһва Худа һәққидә үгәндиңиз. Йәһва Яратқучи, Униң әҗайип есил пәзиләтлири бар вә У йәр йүзини җәннәткә айландурушни халайду дегән тәлимләрни яхши билисиз (Ярит. 1:1; Әлч. 17:24—27).
2. Яратқучиға ишинидиғанларға қарита, бәзи адәмләр қандақ көзқарашта?
2 Шундақтиму нурғун кишиләр Худаниң мәвҗутлиғиға, Униң барлиқ нәрсиләрни яратқанлиғиға ишәнмәйду. Әксинчә, улар һаятлиқ тәсадипий вә кейин аддий җанлиқ шәклидин аста-аста мурәккәп болған һаятлиқ шәклигә тәрәққий қилған дәп ишиниду. Шуларниң бәзилири алий мәлуматлиқ кишиләр. Улар шундақ дейишиду: «Илим-пән Муқәддәс китапниң хаталиғини испатлиди вә Яратқучиға пәқәт аҗиз, пәрвасиз вә надан адәмләр ишиниду».
3. Өз иман-етиқадимизни күчәйтиш немә үчүн муһим?
3 Бәзи алий мәлуматлиқ кишиләрниң көзқариши, Йәһва бизниң меһир-шәпқәтлик Яратқучимиз екәнлигигә болған ишәнчимизни тәвритәмду? Бу бизниң немә үчүн Йәһваниң Яратқучи екәнлигигә ишинидиғанлиғимиз билән зич бағлинишлиқ. Яратқучиға ишинишимиз, шу тәлимләрни аңлиғанлиғимиз үчүнму яки дәлил-испатларни издәп, өзүмизни қайил қилғанлиғимиз үчүнму? (Кор. 1-х. 3:12—15) Қанчә узун вақит Йәһва гувачиси болмайли, һәммимиз давамлиқ иман-етиқадимизни күчәйтишимиз керәк. Худаниң Сөзигә қарши чиққучиларниң қуруқ пәлсәпә вә ялған гәп-сөзлири бизни аздуралмайду (Кол. 2:8; Ибр. 11:6). Бу мақалидә, 1) немә үчүн көп адәмләр Яратқучиниң мәвҗутлиғиға ишәнмәйду, 2) Яратқучиңиз Йәһваға болған иманиңизни қандақ күчәйтәләйсиз вә 3) етиқадиңизниң давамлиқ мустәһкәм болуши үчүн немә қилалайсиз дегәнләрни муһакимә қилимиз.
НЕМӘ ҮЧҮН КӨП АДӘМЛӘР ЯРАТҚУЧИНИҢ МӘВҖУТЛИҒИҒА ИШӘНМӘЙДУ?
4. Ибранийларға 11:1-айәткә асасланғанда, һәқиқий иман-етиқат немигә асаслиниду?
4 Бәзи адәмләр шундақ ойлайдуки, иман-етиқат бу дәлил-испатсиз қарғуларчә ишиниш. Амма Муқәддәс китапқа асасланғанда, һәқиқий иман-етиқат қарғуларчә ишиниш әмәс (Ибранийларға 11:1ни оқуң). Диққәт қилсиңиз, Йәһва Худа, Әйса Мәсиһ вә асмандики Падишалиқни көрәлмисәкму, уларға болған ишәнчимиз қайил қиларлиқ дәлил-испатларға асасланған (Ибр. 11:3). Бир биохимияни тәтқиқ қилидиған Йәһва гувачиси шундақ дәйду: «Йәһва гувачилириниң етиқади асассиз әмәс. Улар илим-пәнгә дәлилләнгән испатларға пәрвасизлиқ қилмайду».
5. Немә үчүн шунчә көп адәмләр Яратқучи йоқ, һаят өзлигидин башланған дегән көзқарашқа ишиниду?
5 «Яратқучиниң мәвҗутлиғиға қайил қиларлиқ испатлар болса, немә үчүн нурғун адәмләр Худа һечқандақ һаятлиқни яратмиған?»— дәйду. Шундақ адәмләр һечқачан өзи үчүн дәлилләрни издәп көрмигән. Һазир Йәһва гувачиси болған Роберт шундақ дәйду: «Илгири мәктәптә яритилиш һәққидә һечқачан аңлимиғач, яритилиш тәлиматини хата дәп ойлиған едим. Бир күни бир Йәһва гувачиси билән сөһбәтлишип қалдим. Маңа Худаниң һәммә нәрсини яратқанлиғи һәққидә мәнтиқийгә уйғун вә қайил қиларлиқ испатларни Муқәддәс китаптин көрсәтти b» (« Ата-анилар үчүн мәслиһәт» дегән рамкиға қараң.).
6. Немә үчүн бәзиләр Яратқучиниң мәвҗутлиғиға ишәнмәйду?
6 Бәзиләр Яратқучиниң мәвҗутлиғиға ишәнмәйду, сәвәви улар: «Мән Уни көрмисәм, Униңға қандақ ишинәләймән»,— дәйду. Бирақ әмәлийәттә улар көрмәйдиған нәрсигә ишиниду. Мәсилән, улар шамални көрмәйду, амма униң һәқиқәтән мәвҗут екәнлигигә испати бар. Муқәддәс китапта тилға алған етиқат, көзгә көрүнмәйдиған нәрсиләрниң һәқиқәтән мәвҗутлиғиға болған ишәнч (Ибр. 11:1). Өзүмизни қайил қилиш үчүн издинип тәтқиқ қилишқа вақит чиқириш керәк. Нурғунлиған адәмләр шундақ қилишни халимайду. Киши дәлил-испатларни издимисә, бәлким Худа йоқ дәп хуласә қилиду.
7. Худаниң каинатни яратқанлиғини барлиқ билим егилири рәт қиламду? Чүшәндүрүп бериң.
7 Дәлил-испатлар һәққидә издәнгәндин кейин, бәзи алимлар каинатни Худаниң яратқанлиғиға ишәнгән c. Жуқурида тилға алған Робертқа охшаш, бәзиләрниң Яратқучи йоқ дәп ойлайдиғанлиғиниң сәвәви, университетларда яритилиш һәққидә һечқандақ тәлим бәрмигән. Худди әшу алимларға охшаш жуқури билимгә егә болсақму, һәммимиз чоқум Худаға болған етиқадимизни мустәһкәмлишимиз керәк. Һечким биз үчүн буни қилалмайду.
ЯРАТҚУЧИҒА БОЛҒАН ЕТИҚАДИҢИЗНИ КҮЧӘЙТИҢ
8, 9. а) Һазир биз немиләрни көрүп чиқимиз? ә) Мәвҗудатлар һәққидә билим елиш сизгә қандақ ярдәм берәләйду?
8 Яратқучиға болған етиқадиңизни қандақ күчәйтәләйсиз? Төрт усулни көрүп чиқайли.
9 Мәвҗудатлар һәққидә биливелиң. Һайванлар, өсүмлүкләр, асмандики юлтузларни күзитиш арқилиқ Яратқучиға болған етиқадиңизни күчәйтәләйсиз (Зәб. 19:1; Йәшая 40:26). Улар һәққидә көпирәк билим алғансири, Йәһваниң Яратқучи екәнлигигә болған ишәнчиңиз техиму күчийиду. Бизниң нәшри материаллиримизда Яритилиш һәққидики түрлүк тәпсилатларни чүшәндүридиған мақалиләр бар. Гәрчә бу мақалиләрни чүшиниш қийин болсиму, уларни ташлап өтүп кәтмәң. Чүшинәлишиңизчә оқушқа тиришиң. Ахирқи регионлуқ конгрессларда, яритилиш һәққидә кишини һаяҗанландуридиған видеолар көрситилгән. Шу видеоларни jw.org торбетидин көрәләйсиз.
10. Яратқучиниң мәвҗутлиғини испатлайдиған бир мисал кәлтуруң (Римлиқларға 1:20).
10 Әтрапиңиздики нәрсиләр һәққидә үгәнгәндә, Яратқучи тоғрисида бизгә немиләрни ашкарә қилидиғанлиғиға диққәт қилиң (Римлиқларға 1:20ни оқуң). Мәсилән, қуяш йәр йүзидики җанлиқлар үчүн керәклик иссиқлиқ вә нурларни тарқитиду. Бирақ қуяш бәзи зиянлиқ нурларниму чачиду. Биз инсанлар, әшу зиянлиқ нурлардин қоғдинишимиз керәк һәм қоғдилип келиватимиз. Атмосферида бизниң маканимиз йәр шарини қоғдайдиған бир газ қәвити бар. У зиянлиқ нурларни сүзүп қалалайду. Зиянлиқ нур күчәйгәнсири, озон газиму көпийиду. Барлиқ ишларниң арқисида меһрибан, дана Яратқучиниң барлиғиға ишәнмәмсиз?
11. Яратқучиға болған етиқадиңизни күчәйтиш үчүн дәлил-испатларни қәйәрдин тапалайсиз? (« Иман-етиқадиңизни күчәйтишкә ярдәм беридиған нәшри материаллар» дегән рамкиға қараң.)
11 «Күзитиш мунари әдәбиятлириниң көрсәткүчи» вә jw.org торбетидин издиниш арқилиқ, яритилишқа болған ишәнчимизни күчәйтидиған нурғун дәлил-испатларни тапалайсиз. Бәлким, сиз мақалиләрни оқуш яки «Әҗайип яратмилар» дегән бир қатар видеоларни көрүш билән башлалайсиз. Шу йәрдә һайванатлар вә башқа яратмилар һәққидә қисқа вә әҗайип дәлил-испатлар көрситилгән. Тәтқиқатчиларниң тәбиәттә байқиған шу нәрсиләрни қандақ өрнәк қилғанлиғи һәққидә мисаллар бар.
12. Муқәддәс китапни тәтқиқ қилғанда, қайси бәзи нәрсиләргә диққәт қаритишимиз керәк?
12 Муқәддәс Язмиларни тәтқиқ қилиң. Жуқурида тилға алған биохимик, Яратқучиниң мәвҗутлиғини дәсләптә рәт қилған болсиму, кейин вақит өтүп Яратқучиниң барлиғиға ишәнгән. У мундақ дәйду: «Иман-етиқадим пәқәтла илим-пән тәтқиқатимға әмәс, бәлки йәнә Муқәддәс китапни әстаидил тәтқиқ қилишимға асасланған еди». Бәлким, сизниң Муқәддәс китап һәққидә аллиқачан тоғра билимиңиз бар. Шундақтиму, Яратқучиға болған иман етиқадиңизни күчәйтиш үчүн, Худаниң Сөзини тәтқиқ қилишни давамлаштурушиңиз зөрүр (Йәшуа 1:8; Зәб. 119:97). Муқәддәс китапта тәпсилий тәсвирләнгән тарихий вақиәләргә диққәт қилиң. Униңдики бәшарәтләр вә шу бәшарәтләрниң қандақ әмәлгә ашқанлиғи һәққидә әстаидил ойлинип көрүң. Шундақ қилиш, көйүмчан дана Яратқучимизниң бизни яратқанлиғиға вә бизгә Муқәддәс китапни әвәткәнлигигә болған ишәнчиңизни күчәйтиду (Тим. 2-х. 3:14; Пет. 2-х. 1:21).
13. Муқәддәс китаптин дана мәслиһәтләрни тепишқа болидиғанлиғини қайси мисаллар көрситиду?
13 Худаниң Сөзини тәтқиқ қилғанда, униңдики мәслиһәтләрниң қандақ ярдими барлиғиға диққәт қилиң. Мәсилән, Муқәддәс китап узун заманлар илгири пулпәрәсликниң зиянлиқ екәнлигини вә нурғун азап-оқубәтләрни кәлтүрәләйдиғанлиғи һәққидә агаһландурған (Тим. 1-х. 6:9, 10; Пәнд н. 28:20; Мәт. 6:24). Әшу агаһландурушниң бүгүнки күндә биз үчүн пайдиси барму? Бир китапта шундақ йезилған: «Адәттә пулпәрәс адәмләрниң хошаллиқни йоқитидиған вә үмүтсизлинидиған вақитлири көп болиду. Шундақла, пәқәт көпирәк пул тепишни халиған кишиләрниңму роһий вә җисманий саламатлиги начарлишип кәткән» (The Narcissism Epidemic). Демәк, Муқәддәс китапниң пулға амрақ болуштин сақлиниш һәққидики агаһландуруши нәқәдәр пайдилиқ. Муқәддәс китаптин сизгә ярдәм бәргән йәнә қайси нәсиһәтләрни әскә алалайсиз? Муқәддәс китаптики мәслиһәтләрни қәдирлигәнсири, көйүмчан Яратқучимиз бәргән мәңгүлүк даналиққа техиму көпирәк тайинидиған болумиз (Яқуп 1:5). Нәтиҗидә, шат-хорам, тинч-аман турмуш кәчүрәләймиз (Йәшая 48:17, 18).
14. Муқәддәс китапни тәтқиқ қилсиңиз Йәһва Һәққидә немини биләләйсиз?
14 Йәһвани яхширақ тонуш мәхситидә Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиң (Йоһ. 17:3). Муқәддәс китапни тәтқиқ қилғиниңизда, Йәһваниң хаслиғи билән Униң пәзиләтлири һәққидә биләләйсиз. Әтрапиңиздики яратмилар һәққидә билим алғанда әшу охшаш пәзиләтләрни көрәләйсиз. Йәһваниң пәзиләтлири һәққидә билгәнсири, Униң һәқиқий мәвҗут шәхс екәнлигигә ишинәләйсиз (Чиқ. 34:6, 7; Зәб. 145:8, 9). Йәһва һәққидә көпирәк билгәнсири, иман-етиқадиңиз күчийип, Униңға болған сөйгү-муһәббитиңиз ашиду вә Униң билән болған достлуғиңиз мустәһкәмлиниду.
15. Башқиларға иман-етиқадиңиз һәққидә ейтишниң сиз үчүн қандақ пайдиси бар?
15 Худаға болған иман-етиқадиңиз һәққидә башқиларға ейтип бериң. Шундақ қилсиңиз, сизниң иман-етиқадиңиз күчийиду. Бирақ әгәр сиз гувалиқ бәргән бири Худаниң мәвҗутлиғи һәққидә бир соал қойса, сиз униңға қандақ җавап беришни билмисиңиз, немә қилсиңиз болиду? Бизниң нәшри материаллиримиздин Муқәддәс китапқа асасланған җавапни тепишқа тиришиң, кейин униң билән шу һәққидә сөһбәтлишиң (Пет. 1-х. 3:15). Сиз йәнә тәҗрибиси мол бир гувачидин ярдәм сорисиңиз болиду. Сизгә соал қойған киши Муқәддәс китаптин бәргән җававиңизни қобул қилсун яки қилмисун, қилған издинишлириңизниң пайдиси бар. Сизниң иман-етиқадиңиз мустәһкәмлиниду. Нәтиҗидә, Худа йоқ дәйдиғанларниң қаримаққа дана, мәнтиқийгә уйғундәк көрүнгән ялған ой-пикирлири иман-етиқадиңизни тәвритәлмәйду.
ИМАН-ЕТИҚАДИҢИЗНИ ДАВАМЛИҚ КҮЧЛҮК САҚЛАҢ!
16. Әгәр давамлиқ етиқадимизни күчәйтип, уни мустәһкәм сақлимисақ бизгә немә иш болуши мүмкин?
16 Мәйли қанчә узун вақит Йәһваға хизмәт қилған болайли, биз чоқум Униңға болған иман-етиқадимизни күчәйтишимиз вә давамлиқ мустәһкәм сақлишимиз керәк. Немә үчүн иман-етиқадимиз аҗизлишип кетиду? Есиңиздә болса, етиқат көзгә көрүнмәйдиған нәрсиләр һәққидики дәлил-испатларға асасланған. Биз бир нәрсини көрмисәк, бәлким асанла унтуп қалимиз. Шуңа Паул етиқат аҗиз болса, гунаниң бизни асанла чирмавелидиғанлиғини ейтқан (Ибр. 12:1). Ундақта мошу тузаққа чүшүп қалмаслиқ үчүн немә қилалаймиз? (Сал. 2-х. 1:3)
17. Иман-етиқадимизни давамлиқ сақлишимизға немә ярдәм бериду?
17 Авал Йәһвадин муқәддәс роһини сораң. Немә үчүн? Чүнки ишәнч яки етиқат муқәддәс роһниң мевилиридин бири (Гал. 5:22, 23). Муқәддәс роһниң ярдимисиз, Яратқучимизға болған иман-етиқадимизни күчәйтиш вә уни мустәһкәм сақлаш мүмкин әмәс. Давамлиқ Йәһвадин Муқәддәс роһни сорисақ, У бизгә бериду (Луқа 11:13). Биз һәтта иман-етиқадимизни күчәйткин дәп дуа қилалаймиз (Луқа 17:5).
18. Зәбур 1:2, 3-айәтләргә асасланғанда, бүгүнки күндә биз қандақ һәдийигә егә болдуқ?
18 Худа Сөзини оқушни вә шәхсий тәтқиқ қилишни давамлаштуруң (Зәбур 1:2, 3ни оқуң). Мошу Зәбур китави йезилғанда, Тәврат қануниниң толуқ нусхиси санақлиқ адәмләрниң қолида бар еди. Бирақ падиша вә роһанийлар язмиларни оқалатти. Униңдин башқа, һәр йәттә жилда Тәврат қанунини үнлүк оқуп әрләр, аяллар, балилар вә Исраилда яшайдиған чәт әлликләрни тиңшашқа орунлаштурулған еди (Қ. шәр. 31:10—12). Әйсаниң заманида орам язмилар пәқәт азғина адәмләрниң қолида яки йәһудий ибадәтханисида бар болған. Амма бизниң күнимиздә көпчилик адәмләрниң Муқәддәс китапни оқуш имканийити бар. Бу әҗайип бир һәдийә! Шу соғатқа болған миннәтдарлиғимизни қандақ көрситәләймиз?
19. Иман-етиқадимизни мустәһкәм сақлишимиз үчүн немә қилишимиз зөрүр?
19 Дайим Худа Сөзини қолдин чүшәрмәй оқуш арқилиқ, әшу соғатқа болған миннәтдарлиғимизни көрситиләймиз. Худа Сөзини пәқәт вақтимиз чиққандила оқуп қоймай, бәлки оқуш вә тәтқиқ қилиш үчүн план түзүшимиз керәк. Үзмәй тәтқиқ қилишни адәткә айландуруш арқилиқ иман етиқадимизни мустәһкәм сақлалаймиз.
20. Нәмә қилишқа қараримиз қәтъий болуши керәк?
20 Бу дунияниң «өзини әқиллиқ, билимлик чағлайдиған» кишилиригә қариғанда, бизниң охшимайдиған йеримиз, Худа Сөзигә болған тәврәнмәс иман-етиқадимиз бар (Мәт. 11:25, 26). Әшу Муқәддәс Язмиларни тәтқиқ қилиш нәтиҗисидә, биз немә үчүн йәр йүзиниң әһвали күндин-күнгә яманлишип кетиватиду вә Йәһва кәлгүсидә немә қилмақчи дегәнләрни чүшәндүрүп беримиз. Амма иман-етиқадимизни мустәһкәмләш үчүн қәтъий болайли вә нурғун кишиләрниң һәқиқәтни тонуп, Яратқучиға иман-етиқадини күчәйтишигә ярдәм берәйли (Тим. 1-х. 2:3, 4). Йәр йүзидики барлиқ җан егилириниң бирликтә: «Пәрвәрдигаримиз вә Худайимиз! Шан-шәрәп, һөрмәт вә қудрәткә лайиқсән. Чүнки һәммини Сән яраттиң» дәп товлайдиған вақитни тәқәзалиқ билән күтәйли (Вәһий 4:11).
138-НАХША Йәһва — Сениң исмиң
a Муқәддәс Язмилар Йәһва Худаниң Яратқучи екәнлигини ениқ ейтиду. Бирақ нурғун адәмләр буниңға ишәнмәйду. Улар һаятлиқ өзлигидин пәйда болған дегән көзқарашта чиң туриду. Әгәр Худаға вә Униң Муқәддәс китавиға болған етиқадимизни мустәһкәмләшкә тиришсақ, уларниң шундақ көзқарашлири иман-етиқадимизни тәвритәлмәйду. Бу мақалидә, иман-етиқадимизни қандақ мустәһкәмләләйдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз.
b Дунияниң һәрқайси җайлардики мәктәпләрдә, оқутқучилар һәтта Худаниң һәммә нәрсини яратқанлиғиниң мүмкин болушиниму тилға алмайду. Бәзи маарипчилар шундақ қилиш, йәни Яратқучиниң барлиғини тилға елиш, оқуғучиларниң диний әркинлигигә тосқунлуқ қилғанлиқ болиду дейишиду.
c «Күзитиш мунари әдәбиятлириниң көрсәткүчи» (рус) бәзи мутәхәссисләр яки тәтқиқатчиларниң яритиш тәлиматиға ишинидиғанлиғи һәққидики көзқарашлирини тапалайсиз. «Илим-пән» дегән мавзу астидики «Тәтқиқатчилар яритилишқа ишиниду» дегән кичик мавзуға қараң. Шуларниң бәзилириниң көзқарашлири jw.org торбетидин көрәләйсиз (КИТАПХАНА > ВИДЕОЛАР > СӨҺБӘТЛӘР ВӘ ВАҚИӘЛӘР > ҺАЯТЛИҚНИҢ ПӘЙДА БОЛУШИ ҺӘҚҚИДИКИ КӨЗҚАРАШЛАР дегән йәргә қараң).