Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

36-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Йәһваниң хәлқи һәққанийлиқни сөйиду

Йәһваниң хәлқи һәққанийлиқни сөйиду

«Һәққанийлиқни халап тәшна болғанлар бәхитлик, чүнки улар тойғузулиду» (Мәтта 5:6).

46-НАХША Йәһва — Падишайимиз!

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Йүсүп қандақ синаққа дуч кәлгән вә у немә қилған?

 ЯҚУПНИҢ оғли Йүсүп қийин бир синаққа дуч кәлгән. Бир аял: «Мән билән ятқин»,— дегән. У ғоҗайини Потифарниң аяли еди. Йүсүп шу аялниң тәкливини рәт қилған. Бүгүн бәзиләр шундақ ойлиши мүмкин: «Йүсүп немә үчүн бу езиқтурушни рәт қилған? Потифар өйдә йоқ едиғу» Униңдин башқа, Йүсүп шу аилидики қул еди. Әгәр у аялниң тәкливини рәт қилған болса, бу аял чоқум Йүсүпниң һаятини техиму қийинлаштуратти. Шундақтиму, Йүсүп у аялниң тәкрар-тәкрар қилған бесимлирини рәт қилған. Немә үчүн? У мундақ дәйду: «Қандақму мән бундақ зор явузлуқни қилип, Худа алдида гунакар болай?» (Ярит. 39:7—12)

2. Йүсүп җинсий әхлақсизлиқниң Худаға қарши гуна екәнлигини қандақ билгән?

2 Йүсүп пәйғәмбәр өз Худасиниң зина қилишни еғир гуна, дәп қарайдиғанлиғини қандақ билгән? «Зина қилма» дегән буйруқни өз ичигә алған Тәврат қанунини Муса пәйғәмбәр 200 жилдин кейин язған еди (Чиқ. 20:14). Шундақ болсиму, Йүсүп Йәһва Худаниң җинсий әхлақсизлиққа қандақ көзқарашта болғанлиғини интайин яхши билгән. Мәсилән, Йүсүп Яратқучи Йәһваниң бир әр билән бир аял оттурисида нека мунасивитини орунлаштурғанлиғини убдан биләтти. Йүсүп бәлким, Худаниң икки қетим бүйүк момиси Сарәниң йолдишиға садиқ қелишиға ярдәм берип, номусини қоғдиғанлиғини аңлиған. Охшаш усулда, Худа Исһақниң аяли Рәбәкәниму қоғдиған еди (Ярит. 2:24; 12:14—20; 20:2—7; 26:6—11). Әшу иш-вақиәләр үстидә Йүсүп чоңқур ойланғачқа, Тәңри Йәһваниң көзидә неминиң тоғра, неминиң хата екәнлигини билгән. Йүсүп пәйғәмбәр Яратқучи Йәһвани сөйгәчкә, Униң һәққаний өлчәмлириниму сөйгән, уларға мас яшашниму қәтъий қарар қилған.

3. Биз немиләрни муһакимә қилимиз?

3 Сиз һәқиқәтни сөйәмсиз? Әлвәттә, шундақ қилисиз. Бирақ биз һәммимиз намукәммәл. Әгәр диққәт қилмисақ, бу дунияниң һәққанийлиққа болған көзқариши бизгә асанла тәсир қилиду (Йәшая 5:20; Рим. 12:2). Һазир биз һәққанийлиқниң немә екәнлигини вә уни сөйүшниң биз үчүн қандақ пайдиси барлиғини муһакимә қилимиз. Андин кейин биз Йәһваниң өлчәмлиригә болған сөйгү-муһәббитимизни техиму күчәйтиш үчүн қайси үч қәдәмни басалайдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз.

ҺӘҚҚАНИЙЛИҚ ДЕГӘН НЕМӘ?

4. Нурғунлиған кишиләр һәққанийлиқ һәққидә қандақ хата көзқарашқа егә?

4 Кишиләр һәққаний адәм һәққидә ойлиғанда, дайим тәкәббур, башқиларни тәңқит қилишқа амрақ яки өзини башқилардин яхширақ дәп қарайдиған кишиләрни көз алдиға кәлтүриду. Бирақ Худа шундақ миҗәз-хулуқларни яхши көрмәйду. Әйса Мәсиһ йәр йүзидә болғанда, өз заманидики диний йетәкчиләрниң өзлириниң һәққанийлиқ өлчәмлирини бәлгүлигәнлигини қаттиқ тәнқит қилған (Вәз 7:16; Луқа 16:15). Йәһва тоғра ишни қилидиған адәм һәргизму өзини башқилардин яхширақ дәп ойлимайду.

5. Муққәдәс китапқа асасланғанда һәққанийлиқ дегән немә? Мисал кәлтүрүң.

5 Һәққанийлиқ гөзәл бир пәзиләт. Аддий қилип ейтқанда, бу пәзиләтни көрситиш Худаниң нәзәридә тоғра болған ишини қилиш демәкликтур. Муққәдәс китапта қоллинилған һәққанийлиқ дегән сөз әң жуқури өлчәмдә, йәни Пәрвәрдигар Йәһва бекиткән өлчәмләргә мас яшашни билдүриду. Мәсилән, Йәһва содигәрләргә дурус тараза ишлитишни буйриған (Қ. шәр. 25:15). Әсли ибраний тилидики «дурус» дегән бу сөзни «һәққаний» дәп тәрҗимә қилишқа болиду. Шуңа Худаниң нәзәридә һәққаний болушни халайдиған Мәсиһ әгәшкүчиси өзиниң барлиқ сода-тиҗарәт ишлирида пүтүнләй тоғра болуши керәк. Һәққаний бир киши йәнә адаләтни сөйиду вә наһәқликни көргәндә чидимайду. Һәқиқәтән һәққаний киши Йәһва Худани пүтүнләй хурсән қилиш үчүн өзиниң чиқарған қарарлириға Йәһваниң қандақ көзқарашта болидиғанлиғи һәққидә ойлиниду (Кол. 1:10).

6. Немә үчүн Йәһва бәлгүләнгән һәққанийлиқ өлчәмлиригә ишәнч қилалаймиз? (Йәшая 55:8, 9)

6 Муққәдәс китап Яратқучи Йәһвани һәққанийлиқниң мәнбәси дәп тәсвирләйду. Шу сәвәптин, У һәққанийлиқниң макани дәп аталған (Йәр. 50:7). Яратқучи болуш сүпитидә, Йәһва Худа бирдин-бир неминиң тоғра, неминиң хата екәнлигини бәлгүләш һоқуқиға егә. Биз гунакар вә намукәммәл болғачқа, немә тоғра, немә хата екәнлигини биләлмәймиз. Бирақ Йәһва мукәммәл, У неминиң тоғра, неминиң хата екәнлигини ениқ билиду (Пәнд н. 14:12; Йәшая 55:8, 9ни оқуң). Шундақтиму, биз Худаниң образида яритилғачқа, Униң һәққанийлиқ өлчәмлиригә мас яшалаймиз (Ярит. 1:27). Биз шундақ һаят кәчүрүшни яхши көримиз. Асмандики Атимизға болған сөйгү-муһәббитимиз бизни күчимизниң йетишичә Уни үлгә қилишқа дәвәт қилиду (Әфәс. 5:1).

7. Немә үчүн биз ишәнчилик өлчәм-қаидиләргә муһтаҗ? Мисал кәлтүрүң.

7 Биз Йәһваниң һәққанийлиқ өлчәмлиригә әмәл қилсақ, Униң пайдисини көрүмиз. Буниң сәвәвини чүшиниш үчүн, мундақ мисалларни көрүп бақайли. Әгәр һәрбир банкқа пулниң қиммитини өзлири бекитсә яки һәрбир қурулуш һәрикити өз өлчәмлири билән қурулуш қилса, немә ишларниң йүз беридиғанлиғини тәсәввур қилип көрүң. Нәтиҗидә, қалаймиқанчилиқ келип чиқиду. Дохтурлар яки медсестралар ениқ бекитилгән давалаш өлчәм-қаидилиригә бойсунмиса, нәтиҗидә бемар өлүп кетиши мүмкин. Шуни ениқ көрүвалалаймизки, ишәнчилик өлчәм-қаидиләрниң қоғдаш роли бар. Худди шуниңға охшаш, Худаниң бәлгүләнгән һәқ-наһәқ өлчәмлириму бизни қоғдайду.

8. Һәққанийлиқни сөйгәнләр қандақ бәрикәткә еришиду?

8 Йәһва Худа Униң өлчәмлири бойичә яшашқа тиришқанларни бәрикәтләйду. У мундақ вәдә бериду: «Һәққанийлар йәрни мирасқа елип, униңда әбәдил-әбәт яшайду» (Зәб. 37:29). Һәммә адәм Худаниң өлчәмлиригә мас яшиғанда, инсанийәтниң инақ-иттипақ, тинч-хатирҗәм вә бәхитлик яшайдиғанлиғини тәсәввур қилаламсиз? Тәңри Йәһва сизниң шундақ шат-хорам һаят кәчүрүшиңизни халайду. Шуңа һәрбиримизниң һәққанийлиқни сөйүшигә йетәрлик сәвәпләр бар! Ундақта һәққанийлиққа болған сөйгү-муһәббитимизни қандақ күчәйтәләймиз? Һазир үч қәдәмни муһакимә қилип көрәйли.

ЙӘҺВАНИҢ ӨЛЧӘМЛИРИГӘ БОЛҒАН СӨЙГҮ-МУҺӘББИТИҢИЗНИ КҮЧӘЙТИҢ

9. Һәққанийлиқни сөйүшимизгә немә ярдәм бериду?

9 1-қәдәм: өлчәмләрни бәлгүлигән Шәхсни сөйүң. Һәққанийлиқни сөйүш үчүн биз һәқ-наһәқлиқ өлчәмлирини бекиткән Шәхскә болған сөйгү-муһәббитимизни күчәйтишимиз керәк. Яратқучи Йәһваға болған сөйгү-муһәббитимиз күчәйгәнсири, Униң һәққанийлиқ өлчәмлири бойичә яшашқа техиму тиришимиз. Мәсилән, әгәр Адәм ата билән Һава ана Йәһвани сөйгән болса, улар һәргизму Униңға итаәтсизлик қилмиған болатти (Ярит. 3:1—6, 16—19).

10. Ибраһим пәйғәмбәр Тәңри Йәһваниң ой-пикирлирини чүшинәлиши үчүн немиләрни қилған?

10 Биз әлвәттә Адәм ата билән Һава ана өткүзгән охшаш хаталиқни өткүзүшни халимаймиз. Әгәр биз Йәһва һәққидә давамлиқ билим елип, Униң пәзиләтлирини вә Униң ой-пикир қилиш усулини чүшинишкә тиришсақ, шундақ ақивәттин сақлиналаймиз. Шундақ қилғинимизда, Йәһва Худаға болған сөйгү-муһәббитимиз чоқум күчийиду. Ибраһим пәйғәмбәрниң мисалини көрүп бақайли. У Йәһвани чиң қәлбидин сөйгән еди. Һәтта Ибраһим Тәңриниң чиқарған қарарларни толуқ чүшәнмисиму, Униңға итаәтсизлик қилмиған. Әксичә, Йәһва һәққидә техиму яхширақ чүшинишкә тиришқан. Мәсилән, Пәрвәрдигарниң Содом билән Гоморрани йоқ қилишни қарар қилғанлиғини билгәндә, Ибраһим дәсләптә пүткүл зиминниң Сотчисиниң һәққанийларни рәзил адәмләр билән қошуп сүпүрүп ташлишидин қорққан еди. Ибраһим буни әқилгә сиғмайду дәп қариғачқа, у кәмтәрлик билән Худадин қайта-қайта бир қатар соалларни сориған. Йәһва униңға сәвирчанлиқ билән җавап бәргән. Ахирида, Ибраһим Йәһваниң һәрбир инсанниң һәммини тәкшүридиғанлиғини вә бегуна кишини гунакарлар билән қошуп җазалимайдиғанлиғини чүшинип йетәлигән (Ярит. 18:20—32).

11. Ибраһим өзиниң Йәһва Худани сөйидиғанлиғини вә Униңға ишинидиғанлиғини қандақ көрсәткән?

11 Йәһва Худа билән Содом вә Гоморра шәһәрлири һәққидә қилған сөһбәт Ибраһимға күчлүк тәсир қилған. Шәк-шүбһисизки, у Яратқучисини илгирикигә қариғанда, техиму көпирәк яхши көргән вә һөрмәтлигән. Бирқанчә жиллардин кейин Ибраһимниң Йәһваға болған ишәнчиси еғир синаққа дуч кәлгән. Худа униңдин өзиниң сөйүмлүк оғли Исһақни қурбанлиқ қилишни тәләп қилған. Бирақ Ибраһим әнди Худасини техиму яхширақ тонуғачқа, бу қетим Униңдин һечқандақ соал соримиған. Ибраһим пәқәт Йәһва тәләп қилған ишни қилишқа башлиған. Шундақтиму, у вәзипини орунлашқа тәйярлиқ қиливатқанда, униң қәлби қанчилик азапланғанлиғини тәсәввур қилип беқиң. Ибраһим пәйғәмбәр Йәһва тоғрисида үгәнгәнлири үстидә чоңқур ойланған болуши мүмкин. У Йәһваниң һәргизму адаләтсизлик яки рәһим-шәпқәтсизлик қилмайдиғанлиғини биләтти. Әлчи Паулниң сөзигә асасланғанда, Ибраһим пәйғәмбәр Худаниң сөйүмлүк оғли Исһақни тирилдүрәләйдиғанлиғи һәққидә ойланған (Ибр. 11:17—19). Ахирида Йәһва Худа Исһақни бир милләтниң атиси қилидиғанлиғини вәдә бәргән. Амма шу вақитта Исһақниң техи балилири йоқ еди. Ибраһим пәйғәмбәр Йәһвани сөйгән, шуңа у асмандики Атисиниң һәққанийлиқ билән иш қилидиғанлиғиға ишәнгән. Гәрчә қийин болсиму, униң ишәнчиси уни итаәтчан болушқа дәвәт қилған (Ярит. 22:1—12).

12. Биз Ибраһимни қандақ үлгә қилалаймиз? (Зәбур 73:28)

12 Ибраһимни қандақ үлгә қилалаймиз? Униңға охшаш, бизму Йәһва һәққидә давамлиқ үгинишимиз керәк. Шундақ қилғинимизда, биз Йәһваға техиму йеқинлишимиз вә Униңға болған сөйгү-муһәббитимиз техиму күчийиду (Зәбур 73:28ни оқуң). Вижданимиз тәрбийилинип, Яратқучи Йәһваниң көзқаришини әкс әттүргән болиду (Ибр. 5:14). Нәтиҗидә, бирәр киши бизни хата иш қилишқа аздурса, биз уни рәт қилимиз. Биз асмандики Атимизниң көңлигә азар берип, Униң билән болған достлуқ мунасивитимизгә зиян йәткүзидиған һәрқандақ ишни қилишни ойлаштинму жиргинимиз. Биз һәққанийлиқни сөйидиғанлиғимизни йәнә қандақ көрситәләймиз?

13. Һәққанийлиқни издәш үчүн немә қилалаймиз? (Пәнд-нәсиһәтләр 15:9)

13 2-қәдәм: Һәққанийлиққа болған сөйгү-муһәббитиңизни күчәйтиш үчүн һәр күни тиришиң. Әгәр биз мускуллиримизни күчләндүрүшни халисақ, һәр күни җапалиқ мәшиқ қилишимиз керәк. Йәһва Худаниң һәққаний өлчәмлиригә болған сөйгүмизни күчләндүрүш үчүнму тиришчанлиқ көрситишимизгә тоғра келиду. Ундақ қилиш биз үчүн бәк қийин әмәс. Йәһва ғәрәз уқидиған Худадур вә У бизниң қолумиздин кәлмәйдиған ишларни қилишни тәләп қилмайду (Зәб. 103:14). Муқәддәс китап бизгә мундақ дәйду: «Һәққанийлиққа интизарларни У сөйиду» (Пәнд-нәсиһәтләр 15:9ни оқуң). Әгәр биз Яратқучи Йәһваға хизмәт қилишта бир мәхсәткә йетишкә тиришсақ, әшу мәхсәткә йетиш үчүн давамлиқ күч чиқиримиз. Шуниңдәк, һәққаний адәм болуш давамлиқ биздин күч чиқиришни тәләп қилиду. Тәңри Йәһва сәвирчанлиқ билән бизниң давамлиқ һалиға илгириләп, вақитниң өтүшигә әгишип, һәққаний адәм болуп йетилишимизгә ярдәм бериду (Зәб. 84:5, 7).

14. «Һәққанийлиқ савути» дегән немә вә бизниң уни кийишимиз немә үчүн муһим?

14 Йәһва Худа бизгә меһир-муһәббәт билән һәққанийлиқниң жүк әмәслигини әскәртиду (Йоһ. 1-х. 5:3). Әксичә, һәққанийлиқ биз үчүн һимайә вә биз һәр күни униңға муһтаҗ болимиз. Әлчи Паул тәсвирлигән җәң қураллирини әсләп көрүң (Әфәс. 6:14—18). Бу қурал-ярақларниң қайси қисми әскәрниң жүригини қоғдиған? Бу көксигә тақайдиған «һәққанийлиқ савути» болуп, Тәңри Йәһваниң һәққаний өлчәмлирини билдүриду. Худди савут удул мәнадики жүрәкни қоғдиғанға охшаш, Тәңриниң һәққаний өлчәмлири сизниң көчмә мәнадики жүригиңизни, йәни қәлбиңиздики ой-пикириңизни қоғдайду. Демәк, һәққанийлиқ савутини үстиңизгә кийгәнлигиңизгә көз йәткүзүш интайин муһим (Пәнд н. 4:23).

15. Һәққанийлиқ савутини үстиңизгә қандақ кийәләйсиз?

15 Һәққанийлиқ савутини үстиңизгә қандақ кийәләйсиз? Һәр күни қарарларни чиқарғиниңизда, Йәһва Худаниң өлчәмлирини ойлаш арқилиқ шундақ қилалайсиз. Қандақ гәпләрни қилиш, қайси музыкини аңлаш, қандақ көңүл ечиш яки қандақ китапларни оқушни қарар қилғанда, алди билән өз-өзүңиздин мундақ сорап көрүң: «Бу қәлбимгә қандақ тәсир қилиду? Буниңдин Худа хурсән боламду? У Йәһва Худа наһәқ дәп қарайдиған ишларни: әхлақсизлиқ, зораванлиқ, ачкөзлүк, шәхсийәтчиликни тәшвиқ қиламду?» (Флп. 4:8) Әгәр чиқарған қарарлиримиз Худаниң ирадисигә мас кәлсә, қәлбиңизни яман тәсирләрдин қоғдап қалалайсиз.

Сизниң һәққанийлиғиңиз деңиз долқунлиридәк болиду (16, 17-абзацларға қараң)

16, 17. Йәшая 48:18-айәт бизни Йәһва Худаниң өлчәмлиригә мас мәңгү яшалайдиғанлиғимизға қандақ ишәндүриду?

16 Күнләрниң өтүшигә әгишип, мән Йәһва Худаниң һәққанийлиқ өлчәмлиригә мас яшашни давамлаштуралаймәнму дәп ғәм-әндишә қилип бақтиңизму? Йәһва Худаниң Йәшая 48:18-айитидә қолланған бир тәмсилини көрүп бақайли (оқуң). Йәһва бизниң һәққанийлиғимизниң өркәшләп турған деңиз долқунлириға охшаш болидиғанлиғини вәдә қилған. Өзүңизни кәңри деңиз қирғиғида туруп, тохтимай қирғақларға урулуватқан деңиз долқунлириға қарап турған һаләттә тәсәввур қилип көрүң. Шу деңиз долқунлири бир күни тохтап қаларму дәп ғәм қиламсиз? Нәччә миң жиллардин бу ян деңиз саһилидики долқуниниң үзүлүп қалмиғанлиғини билисиз. Улар чоқум давамлиқ келип туриду.

17 Һәққанийлиғиңиз худди әшу деңиз долқунлириға охшаш болалайду! Қандақ? Сиз қарарларни чиқарғиниңизда, алди билән Йәһва Худаниң сиздин немә қилишиңизни халайдиғанлиғини ойлап көрүң. Андин һәрикәт қилиң. Чиқиридиған қарариңиз һәрқачан қийин болушидин қәтъийнәзәр, меһир-шәпқәтлик асмандики Атиңиз дайим сизгә күч бериду вә давамлиқ һәр күни тоғра иш қилишиңизға ярдәм бериду (Йәшая 40:29—31).

18. Немә үчүн өзүмизниң өлчәмлири бойичә башқилар үстидин һөкүм чиқириштин жирақ туришимиз керәк?

18 3-қәдәм: һөкүм қилишни Тәңри Йәһваниң қолиға тапшуруң. Биз Йәһва Худаниң һәққаний өлчәмлиригә мас яшашқа тиришиватқан болсақ, чоқум башқилар үстидин һөкүм қилип, өзүмизни һәрдайим улардин яхширақ дәп ойлаштин жирақ турушимиз керәк. Башқиларға өзүмизниң өлчәмлири бойичә һөкүм қилиш һоқуқимиз бар дәп ойлимай, Тәңри Йәһваниң «пүткүл зиминниң Сотчиси» екәнлигини әстә сақлаймиз (Ярит. 18:25). Худа бизгә шундақ һөкүм қилиш һоқуқини бәрмигән. Әмәлийәттә, Әйса Мәсиһ бизгә буйруқ берип, мундақ дегән: «Әйипләнмәш үчүн әйипләшни тохтитиңлар» (Мәт. 7:1)  b.

19. Йүсүп өзиниң Йәһва Худаниң һөкүмигә ишәнч қилидиғанлиғини қандақ көрсәткән?

19 Һәққаний киши болған Йүсүп пәйғәмбәрниң мисалини йәнә бир қетим көрүп бақайли. У башқиларни, һәтта өзигә яман муамилә қилғанларни һөкүм қилиштин сақланған. Униң өз акилири униңға зиянкәшлик қилип, уни қул орниға сетивәткән вә дадисини Йүсүпниң өлгәнлигигә қайил қилған. Көплигән жиллардин кейин Йүсүп аилисидикиләр билән җәм болған. Шу чағда у күчлүк бир һөкүмран болуп, акилири үстидин һөкүм чиқирип, улардин өч алалатти. Йүсүпниң акилири гәрчә өзлириниң қилғанлириға чиң көңлидин пушайман қилған болсиму, Йүсүпниң өзлиридин өч елишидин қорқатти. Лекин Йүсүп уларға мундақ дегән: «Қорқмаңлар! Мән Худаниң орнида туруватамдим?» (Ярит. 37:18—20, 27, 28, 31—35; 50:15—21, КТ). Йүсүп кәмтәрлик билән пәқәт Йәһва Худаниңла қериндашлири үстидин һөкүм қилиш һоқуқи бар екәнлигини етирап қилған.

20, 21. Өзүмизни башқилардин һәққанийрақ дәп санаштин қандақ сақлиналаймиз?

20 Йүсүпкә охшаш бизму һөкүм қилишни Йәһва Худаниң қолиға тапшуримиз. Мәсилән, биз қериндашлиримизниң мәлум бир ишни немә мәхсәттә қилғанлиғини билиш үчүн пәрәз қилмаймиз. Биз башқиларниң қәлбидә немә барлиғини көрәлмәймиз, пәқәтла «Йәһва униң барлиқ нийәт-қәдәмлирини тәкшүрәйду» (Пәнд н. 16:2). У пәриқлиқ мәдәнийәт вә артуқ үгинишигә һәртүрлүк инсанларни яхши көриду. Йәһва бизни кишиләргә кәң қосақ болушқа дәвәт қилиду (Кор. 2-х. 6:13). Биз барлиқ қериндашлиримизни һөкүм қилишқа әмәс, чиң қәлбимиздин сөйүшкә тиришимиз.

21 Етиқатчи қериндашлиримизнила әмәс, бәлки җамаәт сиртидики кишиләрниму һөкүм қилмаймиз (Тим. 1-х. 2:3, 4). Йәһва гувачиси болмиған кишиләрдин үстидин һөкүм чиқирип, «бу адәм һәргизму һәқиқәтни қобул қилмайду» дәмсиз? Яқ, шундақ сөзләрни қилиш тәкәббурлуқ вә мәнмәнчилик болиду. Йәһва Худа йәнила барлиқ инсанларниң товва қилиши үчүн бир пурсәт бериватиду (Әлч. 17:30). Һәрдайим шуни унтумаңки, өзини башқилардин һаққанийрақ дәп санайдиған кишиләр Йәһва Худаниң нәзәридә һәққаний әмәстур.

22. Немә үчүн һәққанийлиқни сөйүшни қарар қилдиңиз?

22 Йәһва Худаниң һәққаний өлчәмлирини сөйүштә башқиларға үлгә болайли. Шундақ қилсақ, шат-хорамлиққа толимиз вә башқиларниң бизгә вә Яратқучимизға йеқинлишишиға ярдәм берәләймиз. Давамлиқ һәққанийлиққа интилиштин тохтап қалмайли (Мәт. 5:6). Шуниңға қәтъий ишиниңки, Йәһва сизниң көрсәткән тиришчанлиғиңизға нәзәр салиду вә У дайим сизниң алға илгирилигәнлигиңиздин хурсән болиду. Гәрчә бу дуния барғансири һәққанийсизлиқ патқиқиға петип кетиватқан болсиму, көңлүңизни йерим қилмаң. Шуни унтумаңки, «Йәһва һәққанийларни яхши көриду» (Зәб. 146:8).

55-НАХША Садиқлар Көрәр Мәңгү Һаятлиқни

a Бу рәзил дунияда һәққаний кишиләрни тепиш интайин тәс. Шундақтиму, бүгүнки күндә миллионлиған кишиләр һәққанийлиқ йолида меңиватиду. Шәк-шүбһисизки, сизму шуларниң арисида. Тәңри Йәһва һәққанийлиқни сөйиду. Сиз Худани сөйгәнлигиңиз үчүн һәққанийлиқ йолида меңишни таллидиңиз. Бу гөзәл сүпәткә болған сөйгү-муһәббитимизни қандақ ашуралаймиз? Бу мақалидә һәққанийлиқниң немә екәнлиги вә уни сөйүшниң қандақ пайдиси барлиғини муһакимә қилимиз. Биз йәнә бу пәзиләтни техиму сөйүш үчүн қандақ қәдәмләрни басалайдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз.

b Бәзидә җамаәт ақсақаллири еғир гуна вә товва қилишқа мунасивәтлик ишлар үстидә һөкүм чиқириши керәк (Кор. 1-х. 5:11; 6:5; Яқуп 5:14, 15). Бирақ улар өзлириниң кишиләрниң қәлбидә немә барлиғини көрәлмәйдиғанлиғини вә өзлириниң Йәһва Худа үчүн һөкүм чиқириватқанлиғини кәмтәрлик билән әстә сақлайду (Тар. 2-яз. 19:6ни селиштуруң). Улар һөкүм чиқарғанда, еһтиятчанлиқ билән Йәһва Худаниң көзқаришиға адиллиқ өлчәмлиригә вә рәһим-шәпқитигә асаслиниду.