Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

33-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Йәһва Өз хәлқигә нәзәр салиду

Йәһва Өз хәлқигә нәзәр салиду

«Йәһваниң көзи Униңдин қорққанларға... тикилди» (ЗӘБ. 33:18).

22-НАХША Йәһва — мениң Падичимдур

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Немә үчүн Әйса Мәсиһ Тәңри Йәһвадин өз әгәшкүчилиригә ғәмхорлуқ қилишни сориған?

 ӨЛҮП КЕТИШТИН авалқи кечиси Әйса асмандики Атисиға дуа қилип, өз әгәшкүчилирини қоғдашни тилигән (Йоһ. 17:15, 20). Әлвәттә, Йәһва Худа һәрдайим Өз хәлқигә нәзәр селип, уларға ғәмхорлуқ қилған вә қоғдиған. Бирақ Әйса өз әгәшкүчилириниң Шәйтанниң дәһшәтлик қаршилиғиға дуч келидиғанлиғини биләтти. У уларниң Иблисниң вәһший һуҗумлириға қарши туруш үчүн Тәңри Йәһваниң ярдимигә муһтаҗ болғанлиғини биләтти.

2. Зәбур 33:18—20 айәтләргә асасланғанда, немә үчүн қаршилиқлардин қорқмаслиғимиз керәк?

2 Шәйтанниң қол астидики бу дуния бүгүнки күндә һәқиқий Мәсиһ әгәшкүчилиригә күчлүк бесим қиливатиду. Биз кишини үмүтсизләндүридиған, һәтта Йәһваға болған садақәтмәнлигимизни синайдиған қийинчилиқларға дуч келиватимиз. Бирақ бу мақалидә қорқушниң һаҗити йоқлиғи һәққидә муһакимә қилимиз. Йәһва бизгә нәзәр селиватиду. У биз дуч келиватқан қаршилиқларни көриду вә уларға тәқабил турушимиз үчүн ярдәм беришкә һәр вақит тәйяр. Йәһва Худаниң көзи Униңдин қорқидиғанларға тикилгәнлигини көрситип беридиған Муқәддәс китаптики икки мисални көрүп чиқайли (Зәбур 33:18—20ни оқуң).

ӨЗҮҢИЗНИ ЯЛҒУЗ ҺИС ҚИЛҒАНДА

3. Қачан өзүмизни ялғуз һис қилишимиз мүмкин?

3 Гәрчә җамаәттә нурғунлиған етиқатчи қериндашлиримиз болсиму, бәзидә өзүмизни ялғуз һис қилишимиз мүмкин. Мәсилән, яшлар мәктәптики савақдашлири алдида өз иман-етиқадини чүшәндүргәндә яки йеңи җамаәткә көчүп барғанда ялғузлуқ һис қилиши мүмкин. Аримиздики бәзилиримизниң көңли йерим болуп сәлбий һис-туйғулар билән пәқәт бизла күрәш қиливатимиз дәп ойлишимиз мүмкин. Башқиларниң бизни чүшәнмәслигидин әнсирәп, уларға өз һис-туйғулиримиз һәққидә ейтип бәрмәслигимиз мүмкин. Бәзидә улар маңа көңүл бөлидиған һечким йоқ дәп ойлиши мүмкин. Ялғузлуқ һис қилишниң сәвәви қандақ болуштин қәтъийнәзәр, бу бизни ярдәмсиз һис қилдуруп, ғәм-тәшвишкә чүшириду. Йәһва бизниң ялғуз һис қилишимизни һәргиз халимайду. Буни нәдин билимиз?

4. Немә үчүн Илияс пәйғәмбәр мәнла ялғуз қалдим дегән?

4 Садақәтмән киши Илиясниң мисалини көрүп бақайли. Изәбәл уни өлтүридиғанлиғини қәсәм қилғачқа, Илияс өз җенини сақлап қелиш үчүн қириқ күн қечип жүргән еди (Пад. 1-яз. 19:1—9). Ахирида, у бир тағ өңкүридә Йәһваға шундақ дегән: «Пәқәт ялғуз мән қалдим» (Пад. 1-яз. 19:10). У йәрдә башқа пәйғәмбәрләрму бар еди. Обадийә йүз пәйғәмбәрни қанхор Изәбәлниң қолидин қутқузған еди (Пад. 1-яз. 18:7, 13). Ундақта, Илияс өзини немә үчүн ялғуз һис қилған? Әшу қутқузулған пәйғәмбәрләрниң һәммисини өлди дәп ойлиғанму? Йә болмиса, Кармил теғида Йәһва Өзиниң һәқ Худа екәнлигини испатлиғандин кейин, һечким өзи билән бирликтә Йәһва Худаға ибадәт қилмайду дәп ойлиғанму? Һечким дүшмәнлиримниң мени өлтүрүшкә һәрикәт қиливатқанлиғини билмәйду вә маңа көңүл бөлидиған адәмму йоқ дәп ойлиғанму? Муқәддәс китаптики үзүндиләр Илиясниң һис-туйғулири һәққидә толуқ чүшәндүрмигән. Амма шуни ениқ билимизки, Йәһва Илиясниң немә үчүн ялғузлуқ һис қилғанлиғини вә униңға қандақ ярдәм беришни ениқ билгән.

Ялғузлуқ һис қилғинимизда, Йәһваниң Илиясқа қилған ярдимидин қандақ тәсәллигә егә болалаймиз? (5, 6-абзацларға қараң)

5. Йәһва Илиясниң ялғуз әмәслигигә қандақ ишәндүргән?

5 Йәһва Худа Илиясқа бирқанчә қетим ярдәм қилған. У уни өз һис-туйғулирини ипадиләшкә дәвәт қилип, униңдин икки қетим мундақ дәп сориған: «Сән немишкә бу йәрдә, Илияс?» (Пад. 1-яз. 19:9, 13). Һәр қетим Илияс ич-бағрини төккәндә, Йәһва униң сөзлиригә қулақ салған. У Илиясниң йенида туруп Өз күч-қудритини ашкарилап, униңға җавап қайтурған. Йәһва Худа йәнә Илиясни униңға охшаш ибадәт қилғучиларниң бар екәнлигигә ишәндүргән (Пад. 1-яз. 19:11, 12, 18). Шәк-шүбһисизки, Илияс ич-бағрини Йәһваға төкүп Униңдин җавап алғандин кейин өзини йеник һис қилған. Йәһва Худа Илиясқа бирқанчә муһим вәзипини тапшурған. Униңға Хазаәлни Сүрия падишаси, Йәһуни Исраил падишаси, Елишани пәйғәмбәр сүпитидә майлашни ейтқан (Пад. 1-яз. 19:15, 16). Илиясқа бу вәзипиләрни тапшуруш арқилиқ Йәһва Худа униң иҗабий ишларға диққәт ағдурушиға ярдәм бәргән. Худа униңға йәнә Елиша пәйғәмбәрни ярдәмчи қилип бәргән. Сиз өзүңизни ялғуз һис қилғанда Йәһваниң ярдимигә қандақ еришәләйсиз?

6. Ялғузлуқ һис қилған чағда немиләр тоғрилиқ дуа қилсиңиз болиду? (Зәбур 62:8)

6 Йәһва сизни өзигә дуа қилишқа дәвәт қилиду, У сизниң немә қиливатқанлиғиңизни көрүп туриду вә һәрқачан дуалириңизға қулақ салидиғанлиғиға капаләт бериду (Сал. 1-х. 5:17). У хошалиқ билән Өз хизмәтчилириниң дуалириға қулақ салиду (Пәнд н. 15:8). Ялғузлуқ һис қилған чағлириңизда Илияс пәйғәмбәргә охшаш ич-бағриңизни Йәһваға төкүп бериң (Зәбур 62:8ни оқуң). Униңға ғәм-әндишилириңизни вә һис-туйғулириңизни ейтип бериң. Өзүңизни ялғуз яки беарам һис қилғанда, немә қилишиңизни билиш үчүн Йәһвадин ярдәм сораң. Мәсилән, мәктәптә гувалиқ бәргәндә ялғуз яки қорқунуч һис қилсиңиз, Йәһва Худадин көзқаришиңизни ипадиләш үчүн җасарәт беришни өтүнүң. Һәтта Униңдин иман-етиқадиңизни пәм-парасәтлик билән чүшәндүрүш үчүн даналиқ сорисиңиз болиду (Луқа 21:14, 15). Әгәр өзүңизни чүшкүнлүккә чүшкәндәк һис қилсиңиз Йәһвадин етиқатта пишип йетилгән қериндашларға өз һис-туйғулириңизни ейтип беришиңизгә ярдәм қилишини өтүнүң. Сиз билән муңдашқан қериндашниң сизни чүшинишигә ярдәм қилишни сорисиңиз болиду. Йәнә Йәһваға жүрәк сөзлириңизни ейтип, Униң сизгә қандақ җавап қайтурғанлиғиға диққәт қилиң вә башқиларниң ярдимини қобул қилиң. Шундақ болғанда, өзүңизни анчә бәк ялғуз һис қилмайсиз.

Көпирәк вәз қилишниң йоллирини издәп, уни башқиларға ейтип бериватамсиз? (7-абзацқа қараң)

7. Маурисиониң мисалидин немиләрни үгәндиңиз?

7 Йәһва Худа һәммимизгә интайин әһмийәтлик хизмәтни тапшурған. Шуниңға ишиниңки, У җамаәттә тапшурулған барлиқ ишларни орунлаш үчүн көрсәткән тиришчанлиғиңизға нәзәр салиду вә уни қәдирләйду (Зәб. 110:3). Өзүңизни ялғуз һис қилғанда, сизгә тапшурулған хизмәт билән бәнт болуш сизгә қандақ ярдәм берәләйду? Маурисио b исимлиқ бир бурадәрниң мисалини көрүп бақайли. Маурисио чөмдүрүлүп көп вақит өтмәй, йеқин достлириниң бири аста-аста һәқиқәттин жирақлишип кәткән. У мундақ дәйду:«Мән достумниң Йәһвани ташлап кәткәнлигини көргәндә, өзүмгә болған ишәнчимни йоқаттим. Мән өзүмни беғишлиғанда бәргән вәдәмгә садиқ болуп, Йәһваниң аилисидин айрилмай қалалаймәнму дәп әнсиридим. Мән өзүмни ялғуз һис қилдим вә мениң һис-туйғулиримни һечким чүшәнмәйду дәп ойлидим». Маурисиоға немә ярдәм бәргән? У шундақ дәйду: «Көпирәк вәз хизмәткә қатнаштим. Бу өзүм тоғрилиқ һәддидин зиядә ойлашни тохтитип, сәлбий ой-пикирләр вә һис-туйғуларни йеңишимгә ярдәм бәрди. Вәз хизмитидә башқилар билән хизмәт қилғанда, хошаллиқ тапимән вә өзүмни илгирикидәк ялғуз һис қилмаймән. Әлвәттә, һазир қериндашлар билән бирликтә өйму-өй вәз қилалмаймән. Амма улар билән биллә хәт йезиш вә телефон қилиш арқилиқ гувалиқ берип, бир-биримизгә илһам-мәдәт берәләймиз». Маурисиоға йәнә немә ярдәм қилған? У йәнә мундақ дәйду: «Җамаәттә берилгән тапшуруқларға бар күчүм билән тәйярлиқ қилишқа тириштим. Бу тапшуруқлар Йәһва вә қериндашларниң мени қәдирләйдиғанлиғини һис қилдурди».

ЕҒИР СИНАҚЛАРҒА ДУЧ КЕЛИП ҮМҮТСИЗЛӘНГӘНДӘ

8. Еғир синақларға дуч кәлгәндә өзүмизни қандақ һис қилимиз?

8 Биз бу ахирқи күнләрдә синақларға дуч келидиғанлиғимизни билимиз (Тим. 2-х. 3:1). Шундақтиму, бәзи синақларға дуч кәлгән чағда һәйран қелишимиз мүмкин. Бәлким, туюқсиз түрлүк синақларға дуч келимиз. Мәсилән, ихтисадий қийинчилиққа яки еғир кесәлгә дучар болимиз, йеқинлиримиздин айрилип қелишимиз мүмкин. Шундақ чағларда, йәни арқа-арқидин бирқанчә синақларға дуч кәлсәк, һәтта бирнәччә синақларға бирла вақитта дуч кәлсәк, өзүмизни үмүтсиз вә чүшкүн һис қилишимиз мүмкин. Есиңиздә болсунки, Йәһва Худа бешимиздин өткүзүватқан ишларни көрүп туриду вә Униң ярдимидә һәрқандақ синақларға ишәнч билән тәқабил туралаймиз.

9. Аюп дуч кәлгән бәзи синақларни тәсвирләп бериң.

9 Йәһва Худаниң садақәтмән киши Аюпқа қандақ ярдәм бәргәнлигини көрүп бақайли. У қисқа вақитниң ичидә бирқанчә азаплиқ синақларни бешидин өткүзгән. Бир күнниң ичидә Аюп барлиқ мал-чарвилири, хизмәткарлири вә техиму қайғулуқ йери, һәммила сөйүмлүк балилиридин айрилип қалған еди (Аюп 1:13—19). Аюп қайғу-аләм чекиватқан шу пәйтләрдә йәнә еғир кесәлгә дучар болған (Аюп 2:7). Униң әһвали интайин яман болғачқа, Аюп шундақ дегән: «Мән өз җенимдин тойдум; мениң мәңгүгә яшиғум йоқ» (Аюп 7:16, КТ).

Йәһва Өзи яратқан мәвҗудатлардин қандақ хәвәр алидиғанлиғини ейтип, Аюпни уни яхши көридиғанлиғиға вә униңға ғәмхорлуқ қилидиғанлиғиға ишәндүрмәкчи болған (10-абзациға қараң)

10. Йәһва Худа Аюпниң синақларға бәрдашлиқ беришигә қандақ ярдәм бәргән? (Рәсимгә қараң.)

10 Йәһва Худа Аюпниң қандақ ишларни баштин кәчүрүватқанлиғиға нәзәр салған. У Аюпни яхши көргәчкә, синақларда садақәтмәнлигини сақлишиға ярдәм бәргән еди. Йәһва Аюпқа сөз қилип, униңға чәксиз даналиғи вә яратқан мәвҗудатлириға болған ғәмхорлуғини әслитип өткән. У нурғунлиған һайванатларниң кишини һәйран қалдуридиған қабилийәтлирини тилға алған (Аюп 38:1, 2; 39:9, 13, 19, 27; 40:15; 41:1, 2). Йәһва йәнә садақәтмән киши Елихуни ишлитип, Аюпқа күч-мәдәт вә тәсәлли бәргән. Елиху Аюпни Йәһваниң һәрқачан Өзигә садақәтмәнлик билән ибадәт қилған хизмәтчилирини мукапатлайдиғанлиғиға ишәндүрди. Униңдин башқа, Йәһва йәнә Елиху арқилиқ меһир-муһәббәт билән Аюпқа нәсиһәт бәргән. Пүткүл каинатниң Яратқучиси Йәһваниң нәқәдәр улуқлуғини Аюпқа әслитиш арқилиқ, униң диққитини өзигә қаритишни тохтитишқа ярдәм бәргән (Аюп 37:14). Йәһва йәнә Аюпқа гуна өткүзгән үч дости үчүн дуа қилиш вәзиписини тапшурған. (Аюп 42:8—10). Бүгүнки күндә еғир синақларға дуч кәлгәндә, Йәһва бизни қандақ қоллап-қувәтләйду?

11. Синақларни баштин кәчүргинимиздә Муқәддәс китап бизгә қандақ ярдәм бериду?

11 Тәңри Йәһва бизгә Аюпқа охшаш беваситә сөзлимәйду, амма У Муқәддәс китап арқилиқ бизгә сөз қилиду (Рим. 15:4). У бизгә кәлгүси үмүтни берип көңлүмизни тәсәлли тапқузиду. Синақларни баштин өткүзгәндә бизгә тәсәлли берәләйдиған Муқәддәс китаптики бирқанчә ой-пикирләрни муһакимә қилайли. Муқәддәс Язмиларда Йәһва бизгә шундақ капаләт бәргәнки, һечнәрсиниң, һәтта еғир синақларму бизни Униң меһир-муһәббитидин айралмайду (Рим. 8:38, 39). У йәнә бизни дуада чин дилидин Униңға ялвурғанларға йеқин екәнлигигә ишәндүриду (Зәб. 145:18). Йәһва Униңға таянсақ, һәрқандақ синақларға бәрдашлиқ берәләйдиғанлиғимизни, һәтта хошаллиқ тапидиғанлиғимизни ейтиду (Кор. 1-х. 10:13; Яқуп 1:2, 12). Худа Сөзи бизгә келәчәктә Униң әта қилидиған бәрикәтлири билән селиштурғанда, һазирқи синақлиримизниң вақитлиқ екәнлигини әскәртиду (Кор. 2-х. 4:16—18). Йәһва Худа бизгә барлиқ синақлиримизниң йилтизи болған Иблис Шәйтан вә униңға әгәшкән рәзил кишиләрни чоқум йоқ қилидиғанлиғини вәдә қилған (Зәб. 37:10). Бүгүнки синақларға бәрдашлиқ беришкә ярдәм беридиған Муқәддәс китаптики үзүндиләрни ядқа еливалдиңизму?

12. Йәһва бизни немә иш қилишқа дәвәт қилиду вә шундақ қилсақ, буниң биз үчүн қандақ пайдиси бар?

12 Йәһва бизни Муқәддәс Язмиларни тәтқиқ қилип үгинишкә вә оқуғанлиримиз үстидә чоңқур ойлиниш үчүн вақит аҗритишқа дәвәт қилиду. Үгәнгәнлиримизни һаятимизда әмәлий қоллансақ, иман етиқадимиз техиму күчийиду вә асмандики Атимизға техиму йеқинлишимиз. Нәтиҗидә, синақларға бәрдашлиқ берәлигидәк күчимиз болиду. Йәһва йәнә Өз Сөзигә таянғанларға муқәддәс роһини бериду. Бу роһ бизниң һәрқандақ синақларға бәрдашлиқ беришимиз үчүн адәттин ташқири күчини әта қилиду (Кор. 2-х. 4:7—10).

13. Садиқ вә әқил парасәтлик қул тәминлигән озуқлуқлар синақларда бәрдашлиқ беришимизгә қандақ ярдәм бериду?

13 Йәһва Худаниң қоли билән әқил-парасәтлик қул тәйярлиған көплигән мақалиләр, видеолар вә музыка иман-етиқадимизни күчәйтишкә вә роһий җәһәттин сәгәк турушимизға ярдәм бериду (Мәт. 24:45). Йәһва дәл вақтида тәминләп бериватқан роһий озуқлардин яхши пайдилинишимиз керәк. Америкидики бир қериндаш роһий озуқлуқ үчүн өз миннәтдарлиғини билдүрүп мундақ дегән: «Мән Йәһваға хизмәт қилған қириқ жил җәриянида, Йәһваға болған садақәтмәнлигим қайта-қайта синақларға дуч кәлди». У шундақ синақларға дуч кәлгән. Һарақ ичивалған шопур қатнаш вақиәсини туғдуруп, нәтиҗидә бовиси өлүп кәткән вә ата-аниси еғир кесәлгә дучар болған. У өзи икки қетим рак кесили билән күрәш қилған. Униң шундақ еғир синақларға бәрдашлиқ беришигә немә ярдәм бәргән? У мундақ дәйду: «Йәһва маңа һәрдайим көңүл бөлүп кәлди. У садиқ вә әқил-парасәтлик қул арқилиқ тәминлигән роһий озуқлар мениң синақларға бәрдашлиқ беришимгә ярдәм бәрди. Шу сәвәптин, мәнму өзүмни Аюпқа охшаш һис қилимән» (Аюп 27:5).

Җамаәттә башқиларға қандақ ярдәм берәләймиз? (14-абзацқа қараң)

14. Синақларға дуч кәлгинимиздә, Йәһва Худа етиқатчи қериндашлиримизни ишлитип, бизни қандақ қоллап-қувәтләйду? (Салоникилиқларға 1-хәт 4:9)

14 Йәһва Өз хәлқини қийин күнләрдә бир-биригә сөйгү-муһәббәт көрситиш вә тәсәлли беришкә үгитип келиватиду (Кор. 2-х. 1:3, 4; Салоникилиқларға 1-хәт 4:9ни оқуң). Қериндашлиримиз Елихуни үлгә қилип, қийинчилиқларни баштин өткүзгинимиздә, садақәтмәнликни сақлап қелишимизға ярдәм беришкә һәрқачан тәйяр туриду (Әлч. 14:22). Мәсилән, Диананиң йолдиши еғир кесәлгә дучар болғандин кейин, униң җамаити уни қандақ илһамландурғанлиғи вә давамлиқ Йәһваға йеқин яшишиға қандақ ярдәм бәргәнлигини ойлап көрүң. У мундақ дәйду: «Бешимизға һәқиқәтән еғир күн кәлгән еди. Амма әшу қийин айларда Йәһваниң күчлүк вә меһир-шәпқәтлик қолини һис қилдуқ. Җамаитимиз бизни қоллап-қувәтләш үчүн нурғун ишларни қилди. Қериндашлар бизни йоқлап турди, телефон қилди, қучақлап тәсәлли бәрди. Мән машина һайдимиғачқа, улар мениң жиғилишларға беришимға вә имканийитим болғанда вәз хизмитигә чиқишимға капаләтлик қилди. Қериндашларниң көрсәткән сөйгү-муһәббити шу еғир күнләрдә бәрдашлиқ беришимизгә ярдәм бәрди». Бундақ меһир-муһәббәткә толған роһий аилиниң әзаси болуш һәқиқәтән кишини интайин хошал қилиду!

ЙӘҺВАНИҢ ҒӘМХОРЛУҒИ ҮЧҮН МИННӘТДАР БОЛУҢ

15. Немә үчүн қийинчилиққа тәқабил туралайдиғанлиғимизға ишинимиз?

15 һәммимиз мундақ яки ундақ синаққа дуч келимиз. Бирақ үгинип өткәндәк, биз синаққа дуч кәлгәндә һәргиз ялғуз әмәс. Худди көйүмчан Атиға охшаш, Йәһва һемишәм бизгә нәзәр салиду вә йенимизда туруп, ярдәм сорап қилған дуалиримизға қулақ селишқа вә бизни қоллап-қувәтләшкә һәрқачан тәйяр туриду (Йәшая 43:2). Қийинчилиққа тәқабил туралайдиғанлиғимизға ишинимиз. Чүнки У бәрдашлиқ берәлишимиз үчүн биз муһтаҗ болған барлиқ нәрсиләрни мәртлик билән тәминләп бериватиду. У бизгә дуа қилиш соғисини, Муқәддәс китапни, мол роһий озуқлуқларни вә муһтаҗлиқта қалған чағларда ярдәм қолини сунидиған сөйгү-муһәббәткә толған қериндашларни бәргән.

16. Меһир-шәпқәтлик Худайимизниң қанити астида яшаш үчүн немә қилишимиз керәк?

16 Бизгә нәзәр селип, ғәмхорлуқ қилидиған асмандики Атимиз үчүн интайин миннәтдармиз! «Униңда қәлбимиз хошал болиду» (Зәб. 33:21). Йәһва тәминләп бериватқан барлиқ нәрсиләрдин пайдилиниш арқилиқ Униң меһир-шәпқәтлик билән көрсәткән ғәмхорлуғиға миннәтдар екәнлигимизни көрситәләймиз. Биз йәнә Худаниң қанити астида яшаш үчүн өз мәсъулийитимизни қилишимиз керәк. Башқичә ейтқанда, пүтүн күчимиз билән Йәһваға итаәт қилип, Униң көзидә тоғра болған ишларни қилишимиз лазим. Шундақ қилсақ, Яратқучимизниң көзлири мәңгү биздә болиду (Пет. 1-х. 3:12).

51-НАХША Йепиш чиң Йәһваға

a Бүгүнки күндә дуч келиватқан қийинчилиқларға тәқабил туруш үчүн биз Йәһва Худаниң ярдимигә муһтаҗ. Бу мақалә бизни Йәһваниң Өз хәлқигә нәзәр селип, уларға ғәмхорлуқ қилидиғанлиғиға ишинишкә дәвәт қилиду. У һәрбиримизниң дуч кәлгән қийинчилиқларға нәзәр селип, әшу қийинчилиқларни йеңиш үчүн керәклик ярдәм билән тәминләйду.

b Бәзи исимлар өзгәртилгән.