34-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Һәқиқәт йолида меңиңлар
«Һәқиқәттә меңи[ңлар]» (ЙОҺ. 3-Х. 4).
28-НАХША Йеңи Нахша
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Немә үчүн Йәһва гувачиси болғанлиғимиз һәққидә параңлишишниң биз үчүн қандақ пайдиси бар?
ШӘК-ШҮБҺИСИЗКИ, сиз һәқиқәтни қандақ тонудиңиз дегән соалға нурғун қетим җавап бәрдиңиз. Чүнки бу қериндашларниң биз билән тонушқан вақитта биринчи болуп сорайдиған соаллиридин бири. Биз қериндашлиримизниң немә үчүн Йәһва гувачиси болушни таллиғанлиғини аңлашни вә өзүмизниң һәқиқәтни немә үчүн яхши көргәнлигимизни ейтип беришни яхши көрүмиз (Рим. 1:11). Шундақ сөһбәтләр һәқиқәтниң нәқәдәр муһимлиғини есимизгә салиду. Йәнә бизниң һәқиқәт йолида меңиш ирадимиз техиму күчийиду. Шундақла Йәһва Худани хурсән қилип, хошал-хорам турмуш кәчүрүш үчүн давамлиқ тиришимиз (Йоһ. 3-х. 4).
2. Бу мақалидә немиләрни көрүп чиқимиз?
2 Бу мақалидә немә үчүн һәқиқәтни сөйидиғанлиғимизниң бәзи сәвәплирини көрүп чиқимиз. Андин кейин бу қиммәтлик соғини яхши көридиғанлиғимизни давамлиқ көрситиш үчүн немә қилалайдиғанлиғимизни көрүмиз. Шәк-шүбһисизки, буларни көрүп чиқиш Тәңри Йәһваниң бизни һәқиқәткә җәлип қилғанлиғиға болған миннәтдарлиғимизни техиму ашуриду (Йоһ. 6:44). Шундақла, башқиларға һәқиқәт тоғрисида ейтип бериш арзу-истигимизниму күчәйтиду.
ҺӘҚИҚӘТНИ НЕМӘ ҮЧҮН СӨЙҮМИЗ?
3. Һәқиқәтни яхши көрүшимизниң әң муһим сәвәви немә?
3 Һәқиқәтни сөйүшимизниң нурғун сәвәплири бар. Әң муһими, һәқиқәтниң мәнбәси болған Йәһва Худани сөйүмиз. Муқәддәс китап арқилиқ Уни асман-зиминниң Һәммигә Қадир Яратқучиси сүпитидила әмәс, бәлки меһир-шәпқәтлик асмандики Атимиз сүпитидә вә Униң бизгә ғәмхорлуқ қилидиғанлиғини билдуқ (Пет. 1-х. 5:7). Худаниң «рәһимлик һәм һиммәтлик Худа, ғәзәплинишкә алдиримайдиған һәм сөйгү меһриванлиққа вә һәқиқәткә толған» екәнлигини билимиз (Чиқ. 34:6). Йәһва адаләтни сөйиду (Йәшая 61:8). Азап-оқубәт чекиватқанлиғимизни көргәндә, Униң көңли интайин йерим болиду. Шуңлашқа У барлиқ азап-оқубәтләрни йоқ қилидиған вақит-саатни тақәтсизлик билән күтиватиду (Йәр. 29:11). Бизму әшу вақитни төрт көзүмиз билән күтиватимиз! Бу Йәһва Худани шунчә яхши көрүшимизниң йәнә бир сәвәви!
4, 5. Немә үчүн әлчи Паул үмүтимизни ләңгәр билән селиштурған?
4 Һәқиқәтни сөйүшимизниң йәнә бир сәвәви немә? Һәқиқәтниң биз үчүн пайдиси көп. Бир мисални көрүп бақайли. Һәқиқәт кәлгүсигә болған үмүтимизни өз ичигә алиду. Бу үмүтниң қанчилик муһимлиғини чүшәндүрүш үчүн әлчи Паул мундақ дәп язған: «Бу үмүтимиз җан үчүн ләңгәрдәк ишәшлик һәм чиң» (Ибр. 6:19). Ләңгәр кемини деңиз долқунлирида мәһкәм тутқанға охшаш, Муқәддәс китапқа асасланған үмүтимиз һаяттики түрлүк синақларда мәһкәм турушимизға ярдәм бериду.
5 Бу айәттә Паул майланған етиқатчиларниң үмүти һәққидә сөз қилған еди. Амма униң сөзи йәр йүзи җәннәттә мәңгү яшаш үмүти бар Мәсиһ әгәшкүчилиригиму қаритилған (Йоһ. 3:16). Наһайити ениқки, мәңгүлүк һаятлиқ үмүти һәққидә үгиниш һаятимизни техиму әһмийәткә егә қилиду.
6, 7. Ивон кәлгүси тоғрисидики һәқиқәтни үгинишниң қандақ пайдисини көргән?
6 Ивон исимлиқ бир қериндашниң кәчүрмишини көрүп бақайли. У Йәһва гувачилири аилисидә чоң болмиғачқа, кичик вақтида өлүмдин бәк қорққан. У оқуған бир җүмлә, йәни «һаман бир күни әтә болмайду» дегән сөзләр униң ой-хиялидин кәтмәтти. У мундақ дәйду: «Бу гәп маңа арам бәрмәтти вә кечичә ухлимай өз-өзүмдин: “Һаятниң мәнаси болуши керәк. Немә үчүн дунияға кәлдим?”— дәп сорап, келәчәк тоғрисида дайим ойлаттим. Мән өлүп кетишни халимиған едим!».
7 Ивон кейинирәк Йәһва гувачилири билән көрүшкән. Шу чағда у техи өсмүр еди. У һәқиқәтни үгинишниң пайдиси һәққидә мундақ дегән: «Мән йәр йүзидики җәннәттә яшаш үмүтигә ериштим. Әнди келәчәк вә өлүм һәққидики кечичә ғәм-тәшвишкә салидиған ой-пикирләр мени қийнимайду». Көргинимиздәк, һәқиқәт Ивон үчүн интайин қиммәтлик болған. У өзиниң кәлгүсигә болған үмүти һәққидә башқиларға ейтип бериштин толиму хошаллиқ тапиду (Тим. 1-х. 4:16).
8, 9. а) Әйса Мәсиһниң тәмсилидә бир киши қиммәтлик ғәзнини тапқанда, қандақ ишларни қилған? ә) Һәқиқәт сиз үчүн қанчилик қиммәтлик?
8 Муқәддәс китаптики һәқиқәт йәнә Худа Падишалиғи тоғрисидики хуш хәвәрниму өз ичигә алиду. Әйса Мәсиһ шу Падишалиқ тоғрисидики һәқиқәтни йошурун бир ғәзнә билән селиштурған. Мәтта 13:44-айәттә у мундақ дегән: «Асман Падишалиғи етизда йошурулған вә бир адәм тепивелип, қайтидин көмүп қойған ғәзнигә охшайду. Хошаллиғидин у киши һәммә нәрсисини сетиветип, әшу етизни сетивалди». Диққәт қилсиңиз, шу киши ғәзнини издимигән. Бирақ у уни тапқанда, униңға еришиш үчүн көп қурбанлиқларни бәргән, йәни өзиниң барчә мал-мүлкини сатқан. Немә үчүн? У бу ғәзниниң нәқәдәр қиммәтлик екәнлигини билгән.
9 Һәқиқәт һәрқандақ нәрсидин ваз кечишкә әрзийду. У сиз үчүнму шундақ қәдир-қиммәтликму? Әлвәттә! Билимизки, бу дуния бизгә беридиған һәрқандақ нәрсә һазир Йәһва Худаға хизмәт қилип еришкән хошаллиғимизниң алдида һечнемигә әрзимәйду. Чүнки бизниң Падишалиқниң башқуруши астидики кәлгүси йеңи дунияда мәңгүлүк һаят кәчүрүш үмүтимиз бар. Йәһва Худа билән достлуқ мунасивәттә болуш шан-шәрипигә еришиш үчүн һәрқандақ қурбанлиқларни беришимизгә әрзийду. Бизниң әң зор хошаллиғимиз Яратқучимизни толуқ рази қилиштур (Кол. 1:10).
10, 11. Майклни һаятида шунчә чоң өзгиришләрни қилишқа немә дәвәт қилған?
10 Нурғунлиримиз Тәңри Йәһваниң разиллиғиға еришиш үчүн көп қурбанлиқларни бәрдуқ. Бәзиләр бу дуниядики һәммә адәм һәвәс қилидиған кәсипләрдин ваз кәчти. Йәнә бәзиләр көпирәк пул тепип, байлиқ топлашни рәт қилди. Башқилар Йәһва Худа тоғрилиқ үгәнгәндин кейин һаятини пүтүнләй өзгәртти. Майкл исимлиқ бир бурадәрму дәл шундақ қилған. У һәқиқәттә чоң болмиған. Яш вақтида урушуш маһаритини үгәнгән. У мундақ дәйду: «Мән өзүмни җисманий җәһәттин күчләндүрүшни интайин муһим дәп ойлиған едим. Бәзидә өзүмни һечкимгә йеңилмәйдиғандәк һис қилаттим». Амма у Муқәддәс китапни үгинишни башлиғанда, Яратқучи Йәһваниң зораванлиққа қандақ көзқарашта екәнлигини билди (Зәб. 11:5). У мундақ дәйду: «Мән билән Муқәддәс китапни үгәнгән әр-аял һечқачан маңа урушуш маһаритидин ваз кечишим керәклигини ейтмиди, әксичә давамлиқ Муқәддәс китаптики һәқиқәтни үгәтти».
11 Майкл Йәһва Худа тоғрисида қанчә көп үгәнгәнсири, Униңға болған сөйгү-муһәббити шунчә күчәйгән. Йәһваниң Өз хизмәтчилиригә интайин көңүл бөлидиғанлиғидин бәкму тәсирләнгән. Вақти кәлгәндә, Майкл өзиниң һаятини өзгәртишни қарар қилиши керәклигини тонуп йәткән. «Мән каратедин ваз кечишим керәклигини билдим, бу мән үчүн интайин қийин бир иш болди. Амма мән шундақ қилсам, Йәһва Худани хурсән қилидиғанлиғимни биләттим. Униңға хизмәт қилиш үчүн һәрқандақ қурбанлиқларни беришкә әрзийдиғанлиғиға ишинәттим». Майкл өзи тапқан һәқиқәтниң нәқәдәр қиммәтлик екәнлигини чүшәнгән. Шуңа у һәқиқәтни қәдирләп, миннәтдарлиғини билдүрүш үчүн һаятида зор өзгиришләрни қилған (Яқуп 1:25).
12, 13. Муқәддәс китап һәқиқити Майлиға қандақ ярдәм бәргән?
12 Һәқиқәтниң қәдир-қиммитини тәкитләш үчүн Муқәддәс китап һәқиқәтни қараңғулуқни йорутидиған чирақ билән селиштурған (Зәб. 119:105; Әфәс. 5:8). Әзәрбәйҗандә пәриқлиқ дин аилидә чоң болған Майли Худа Сөзидики һәқиқәттин еришкән ярдәм үчүн чоңқур миннәтдарлиғини билдүргән. Униң дадиси мусулман, аниси йәһудий болған. У мундақ дәйду: «Мән һечқачан Худаниң мәвҗутлиғидин гуманланмиған, шундақтиму мени қаймуқтуридиған нурғун соаллар бар еди. Мән өз-өзүмдин шундақ сораттим: Худа инсанларни немә үчүн яратти? Немә үчүн бир адәм пүтүн һаятида азап-оқубәт чекип, өлгәндин кейин йәнә дозақ отида қийнилиду? Йәнә адәмләр йүз бәргән ишларниң һәммисини Худа алдин пешанисигә йезип қойған дәп ейтқанлиқтин, Худа инсанларни контрол қилип, кейин Өзи уларниң азап-оқубәт чәккәнлигини көрүп һузурлинамду?»
13 Майли өзиниң соаллириға җавап тепишни давамлаштурған. Вақти кәлгәндә Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишни башлап, һәқиқәтни қобул қилған. У мундақ дәйду: «Муқәддәс китапниң қайил қиларлиқ һәқиқити һаятқа болған көзқаришимни пүтүнләй өзгәртти. Худа Сөзи арқилиқ тапқан ишәнчлик җаваплар көңлүмни тинч-хатирҗәмликкә ериштүрди». Майлиға охшаш һәммимиз қараңғулуқтин Өз парлақ йоруқлуғиға чиқарған Яратқучимиз Йәһвани мәдһийиләймиз (Пет. 1-х. 2:9).
14. Һәқиқәткә болған сөйгү-муһәббитимизни қандақ күчәйтәләймиз? ( «Қошумчә селиштуруш» дегән рамкиға қараң.)
14 Бу һәқиқәтни қәдирлигәнләрниң пәқәт бирқанчә мисали. Шәк-шүбһисизки, сизму нурғун кишиләрни билисиз. Һәқиқәтни сөйүшниң йәнә башқа сәвәплирини тепиш үчүн шәхсий издинип көрүң. Һәқиқәткә болған сөйгүмизни көрситишниң башқиму йоллирини тапалаймиз.
ҺӘҚИҚӘТНИ СӨЙИДИҒАНЛИҒИМИЗНИ КӨРСИТИМИЗ
15. Һәқиқәтни сөйидиғанлиғимизни көрситишниң бир йоли қайси?
15 Биз Муқәддәс китап вә униңға асасланған нәшрий материалларни дайим тәтқиқ қилип үгиниш арқилиқ һәқиқәтни яхши көридиғанлиғимизни көрситәләймиз. Мәйли қанчә узақ вақиттин бери һәқиқәт йолида меңиватқан болушимиздин қәтъийнәзәр, дайим үгинишимиз керәк. «Күзитиш мунари» журналиниң әң биринчи санида мундақ дейилгән: «Һәқиқәт далада явайи от-чөпләр арисида өскән аддий бир гүлгә охшаш, явайи от-чөпләр бүк-барақсан өсүп, гүлни қоршивалған вә пүтүнләй дегидәк боғуп қойған... Бу гүлни тепишни халисиңиз, тохтимай тиришип издиниң. Пәқәт бир тал һәқиқәт гүлини тепип, қанаәт қилмаң... Давамлиқ техиму көп Муқәддәс китап һәқиқәтлирини тепишқа тиришиң». Тәтқиқ қилип үгиниш җапалиқ иш, амма тиришишқа әрзийду.
16. Сиз қайси усулда үгинишниң пайдисини көрдиңиз? (Пәнд-нәсиһәтләр 2:4—6)
16 Һәммимизла оқушни вә үгинишни яхши көрмәймиз. Амма Тәңри Йәһва һәқиқәтни техиму чоңқур чүшинишимиз үчүн бизни тохтимай издәшкә яки давамлиқ издинишкә дәвәт қилған (Пәнд-нәсиһәтләр 2:4—6ни оқуң). Биз бундақ тиришчанлиқ көрсәтсәк, һемишәм пайдисини көримиз. Кори исимлиқ қериндаш бир қетимда бир айәткә диққәт ағдуридиғанлиғини ейтқан. У чүшәндүрүп мундақ дегән: «Мән һәрбир изаһәтни оқуймән, һәрбир бағлинишлиқ айәтләргә қараймән вә қошумчә издинимән... Бу усул нурғун нәрсиләрни үгинишимгә ярдәм бәрди!» Мәйли шу усулни яки башқа усулни қоллинайли, Худа Сөзини тәтқиқ қилишқа вақит вә күч сәрип қилғанда, өзүмизниң һәқиқәткә болған миннәтдарлиғимизни көрситимиз (Зәб. 1:1—3).
17. Һәқиқәткә мас яшаш немини билдүриду? (Яқуп 1:25)
17 Әлвәттә, һәқиқәтни пәқәт үгинип қойсақла купайә қилмайдиғанлиғини билимиз. Толуқ пайдисини көрүш үчүн чоқум һәқиқәткә мас яшишимиз, йәни үгәнгәнлиримизни һаятимизда әмәлий қоллинишимиз керәк. Шундақ қилғандила, һәқиқәт бизгә һәқиқий хошаллиқ елип келиду (Яқуп 1:25ни оқуң). Һәқиқәткә мас яшаватқанлиғимизға қандақ көз йәткүзәләймиз? Бир бурадәр үгәнгәнлиримизни һаятимизда әмәлий қоллиниватқанлиғимизни вә йәнә қайси җәһәттин техиму яхширақ қилалайдиғанлиғимизни ениқлаш үчүн өз-өзүмизни тәкшүрүп көрүшни тәвсийә қилиду. Әлчи Паул мундақ дегән: «Кәлгүсидиму мошу орунлаштурулған тәртип бойичә қәдәм басайли» (Флп. 3:16).
18. Немә үчүн һәқиқәт йолида меңиш үчүн пүтүн күчимиз билән тиришимиз?
18 Һәқиқәт йолида меңиш үчүн пүтүн күчимиз билән тиришишниң пайдиси һәққидә ойлинип көрүң. Биз өз турмушимизни яхшилапла қалмай, бәлки Йәһва Худа вә етиқатчи қериндашлиримизниң көңлини хурсән қилимиз (Пәнд н. 27:11; Йоһ. 3-х. 4). Бу һәқиқәтни сөйүп, һәқиқәткә мас яшишимизниң әң муһим сәвәплиридур!
24-НАХША Көзүң болсун мукапатта
a Биз дайим иман-етиқадимизни вә һаят кәчүрүш тәрзимизни «һәқиқәт» дәп атаймиз. Мәйли йеңидин һәқиқәтни тонуған болайли яки өмүр бойи һәқиқәттә яшаватқан болайли, немә үчүн һәқиқәтни сөйидиғанлиғимиз һәққидә чоңқур ойлинишниң биз үчүн пайдиси көп. Шундақ қилсақ, Йәһва Худани хурсән қилиш ирадимиз техиму күчийиду.