Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

35-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Давамлиқ сәвир-тақәт қилиң

Давамлиқ сәвир-тақәт қилиң

«Узақ сәвирликниң назук сезимлириға пүркүнәйли» (КОЛ. 3:12).

35-НАХША Рәхмәт, Худа, сәвирчанлиғиңға

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Немә үчүн сәвир-тақәтлик кишиләрни яқтуримиз?

 ҺӘММИМИЗ сәвирчан кишиләрни яқтуримиз. Зерикмәй, терикмәй бир нәрсини күтидиғанларни һөрмәтләймиз. Хаталиқ өткүзсәк, бирси бизгә сәвирчанлиқ көрсәткәндә, миннәтдар болумиз. Муқәддәс китап тәлимлирини үгиниш, қобул қилиш яки һаятимизда әмәлий қоллиништа қийналғинимизда, биз билән тәтқиқ үгинишини өткүзгән қериндашниң бизгә сәвирчанлиқ көрсәткинидин миннәтдармиз. Һәммидин муһими, Йәһва Худаниң бизгә сәвирчан болғанлиғидин интайин миннәтдармиз! (Рим. 2:4)

2. Қандақ әһвалларда сәвирчан болуш қийин болуши мүмкин?

2 Гәрчә сәвирчан кишиләрни яқтурсақму, амма өзүмиз сәвирчан болалмай қелишимиз мүмкин. Мәсилән, йоллар тосулуп қалған чағларда, болупму бир йәргә алдирап маңған болсақ, өзүмизни тутувелиш қийин болиду. Башқилар бизни териктүргәндә, аччиғимизни басалмай қалимиз. Бәзидә Йәһваниң вәдә қилған йеңи дуниясини күтүшни қийин һис қилимиз. Сиз техиму сәвирчан болушни халамсиз? Бу мақалидә сәвирчан болуш немини билдүридиғанлиғи вә немә үчүн униң шунчә муһим екәнлигини муһакимә қилимиз. Йәнә техиму сәвирчан болушни йетилдүрүшкә ярдәм берәләйдиған бәзи мәслиһәтләрни үгинимиз.

СӘВИРЧАН БОЛУШ ДЕГӘН НЕМӘ?

3. Башқилар сәвирчан кишини териктүргәндә, у қандақ инкас қайтуриду?

3 Сәвирчанлиқни көрситишниң төрт усулини көрүп чиқайли. Биринчиси, сәвирчан киши асан аччиқланмайду. Башқилар уни териктүргәндә яки у бесимға учриғанда, аччиқлиништин вә қопал муамилә қилиштин сақлинишқа тиришиду. «Ғәзәплинишкә алдиримайдиған» дегән сөз-ибарә Муқәддәс китапта биринчи қетим Йәһваға қарита ишлитилгән. Айәттә Йәһва «рәһимлик һәм һиммәтлик Худа, ғәзәплинишкә алдиримайдиған һәм сөйгү-меһрибанлиққа вә һәқиқәткә толған» дәп тилға елинған (Чиқ. 34:6).

4. Күтүшкә тоғра кәлгәндә сәвирчан киши қандақ инкас қайтуриду?

4 Иккинчиси, сәвирчан киши күтүп туралайду. Әгәр бирәр иш өзи мөлчәрлигәндин узунирақ вақит давам қилса, сәвирчан киши терикиштин яки аччиқлиништин сақлинишқа тиришиду (Мәт. 18:26, 27). Биз сүкүт қилип күтүш зөрүр болидиған нурғун вәзийәтләргә дуч келимиз. Мәсилән, бирси сөз қиливатқанда, сәвирчанлиқ билән қулақ селип, униң сөзини бөлүвәтмәслигимиз керәк (Аюп 36:2). Буниңдин башқа, Муқәддәс китапни үгиниватқан кишиниң һәқиқәтни чүшинишигә вә начар адитини ташлишиға ярдәм бериштә сәвирчан болушимизға тоғра келиду.

5. Сәвирчан болушниң йәнә қандақ усули бар?

5 Үчинчиси, сәвирчан киши бир нәрсигә алдирап, тақәтсизләнмәйду. Әлвәттә, бәзи вәзийәтләрдә тез һәрикәт қилишқа тоғра келиду. Бирақ сәвирчан киши муһим бир вәзипини орунлашқа алдирап, ойланмайла һәрикәт қилмайду. Әксичә, у йетәрлик вақит чиқирип, немә қилиш керәклигини планлайду. Андин кейин вәзипини яхши орунлаш үчүн йетәрлик вақит сәрип қилиду.

6. Синақларға яки қийинчилиқларға дуч кәлгәндә сәвирчан киши қандақ инкас қайтуриду?

6 Төртинчиси, сәвирчан киши синақларда чидамчанлиқ көрситип, ағриништин сақлинишқа тиришиду. Әлвәттә, синақларға дуч кәлгинимиздә, йеқин достумизға ич-бағримизни төкүп, һис-туйғулиримизни ейтиш хата әмәс. Бирақ сәвирчан киши чидамчан болуп, пүтүн күчи билән давамлиқ бәрдашлиқ беришкә тиришиду (Кол. 1:11). Демәк, Йәһваниң хәлқи төрт җәһәттин сәвирчанлиқ көрситиши керәк. Немә үчүн? Төвәндә бирқанчә сәвәпләрни көрүп бақайли.

СӘВИРЧАНЛИҚ НЕМӘ ҮЧҮН БӘК МУҺИМ?

Худди дехан сәвирчанлиқ билән һосул вақтини күткинидәк, биз Йәһваниң Өз вәдилирини вақит-саати кәлгәндә пүтүнләй әмәлгә ашуридиғанлиғиға ишәнч бағлап, сәвирчанлиқ билән күтимиз (7-абзацқа қараң)

7. Яқуп 5:7, 8-айәтләргә асасланғанда, сәвирчанлиқ немә үчүн бәк муһим? (Рәсимгиму қараң.)

7 Қутқузулишимиз үчүн сәвирчан болушимиз интайин муһим. Худаниң өтмүштики садиқ хизмәтчилиригә охшаш, бизму Униң вәдисиниң әмәлгә ашурулушини сәвирчанлиқ билән күтүшимиз керәк (Ибр. 6:11, 12). Муқәддәс китап бизни бир дехан билән селиштурған (Яқуп 5:7, 8ни оқуң). Дехан уруқ чечиш вә зираәтләрни суғуруш үчүн әҗир-меһнәт қилсиму, у зираәтләрниң қачан өсүп, мевә беришини ениқ билмәйду. Бирақ дехан ахири бир күни өзиниң һосул жиғидиғанлиғиға ишинип, сәвирчанлиқ билән күтиду. Худди шуниңға охшаш, бизму һәзритимизниң қайси күни келишини билмисәкму, бирақ Худаниң хизмәтчилиригә тегишлик ишларни қилишқа тиришимиз (Мәт. 24:42). Биз сәвирчанлиқ билән күткинимиздә, Йәһваниң чоқум Өзи бәлгүлигән вақит-саатта вәдилирини әмәлгә ашуридиғанлиғиға ишинимиз. Әгәр сәвир-тақәт қилалмисақ, зерикип, һәқиқәттин жирақлишишқа башлишимиз мүмкин. Бәлким, биз йәнә һазирниң өзидә бизни хошал қилидиған ишларни қоғлишишқа башлаймиз. Бирақ сәвир-тақәт қилсақ, ахирғичә бәрдашлиқ берәләймиз вә қутқузулуп қалалаймиз (Мика 7:7; Мәт. 24:13).

8. Башқилар билән мунасивәттә сәвирчанлиқ бизгә қандақ ярдәм бериду? (Колосилиқларға 3:12, 13)

8 Сәвирчанлиқ башқилар билән техиму яхширақ мунасивәтни орнитишимизға ярдәмлишиду. Башқилар билән сөзләшкәндә, уларни диққәт билән тиңшашқа ярдәм бериду (Яқуп 1:19). Йәнә тинчлиқ вә инақ-иттипақлиқни илгири сүриду. У бизни тезла һәрикәт қилиштин вә бесимға учриғанда яман гәп-сөзләрни қилиштин сақлайду. Әгәр сәвир-тақәтлик болсақ, бирси көңлүмизни рәнҗитсә, дәрһалла аччиқлинишқа алдиримаймиз. Әксичә, «бир-бириңларға сәвир-тақәтлик болуп, бир-бириңларни әпу қилиңлар» дегән нәсиһәткә қулақ салимиз (Колосилиқларға 3:12, 13ни оқуң).

9. Қарар чиқиришқа тоғра кәлгәндә сәвирчанлиқ бизгә қандақ ярдәм бериду? (Пәнд-нәсиһәтләр 21:5)

9 Сәвирчанлиқ яхширақ қарар чиқиришимизға ярдәм берәләйду. Һис-туйғуға тайинип алдирақсанлиқ билән иш қилишниң орниға, қандақ қарар қилишқа болидиғанлиғи вә уни баһалап көрүш үчүн издинишкә вақит чиқиримиз (Пәнд-нәсиһәтләр 21:5ни оқуң). Мәсилән, иш издәватқан болсақ, бу иш Йәһваға ибадәт қилишимизға қийинчилиқ туғдурсиму, тунҗа иш тәкливини қобул қилишни халишимиз мүмкин. Бирақ сәвирчан болсақ, иш орни вә иш вақти аилимизгә вә Йәһва Худа билән болған мунасивитимизгә қандақ тәсир көрситидиғанлиғи һәққидә ойлинишқа вақит чиқиримиз. Сәвир-тақәтлик болуш бизни хата қарар чиқирип қоюштин сақлалайду.

ТЕХИМУ СӘВИРЧАН БОЛУШ ҮЧҮН НЕМӘ ҚИЛАЛАЙМИЗ?

10. Сәвир-тақәтни йетилдүрүп, давамлиқ сәвирчанлиқни көрситиш үчүн Мәсиһ әгәшкүчиси немә қилалайду?

10 Техиму сәвирчан болуш үчүн дуа қилиң. Сәвирчанлиқ — муқәддәс роһниң мевисидин бири (Гал. 5:22, 23). Шуңа, муқәддәс роһ үчүн дуа қилип, Йәһвадин роһниң мевисини йетилдүрүшимизгә ярдәм беришини соралаймиз. Әгәр сәвир-тақитимизни синайдиған вәзийәткә йолуқсақ, сәвирчан болушимизға ярдәм беридиған муқәддәс роһни давамлиқ сораймиз (Луқа 11:9, 13). Биз йәнә Йәһва Худадин мәлум ишларға Униңға охшаш қарашқа ярдәм беришини соралаймиз. Дуа қилғандин кейин, һәр күни күчимизниң йетишичә сәвирчан болушқа тиришишимиз керәк. Сәвирчан болуш үчүн көпирәк дуа қилсақ, Йәһва бу пәзиләтниң қәлбимиздә йилтиз тартип, техиму сәвир-тақәтлик болушимизға ярдәм бериду.

11, 12. Йәһва Худа сәвирчанлиғини қандақ көрситип келиватиду?

11 Муқәддәс китаптики үлгиләр тоғрилиқ чоңқур ойлиниң. Муқәддәс китапта сәвирчанлиқ көрсәткән нурғун кишиләрниң мисаллири бар. Бу үзүндиләр тоғрилиқ чоңқур ойлиниш арқилиқ сәвирчанлиқ көрситишниң усуллирини үгинивалалаймиз. Бу мисалларниң бәзилирини көрүп чиқиштин авал, сәвирчанлиқниң әң есил үлгиси болған Йәһва Худаниң мисалини көрүп чиқайли.

12 Ерәм беғида Шәйтан Һава анини Йәһваниң адил, рәһим-шәпқәтлик Һөкүмран екәнлигидин гуманландуруш арқилиқ, Униң исмиға төһмәт қилған. Йәһва Худа Өз һөкүмранлиғиниң әң яхши екәнлигини испатлаш үчүн вақит керәклигини билгәчкә, бу төһмәтхорни дәрһал йоқитишниң орниға, сәвирчанлиқ көрситип Өзини тутувалған. У күтүватқан вақитта Униң исмиға дағ кәлтүрүлгән болсиму, төһмәтләргә бәрдашлиқ берип келиватиду. Униңдин башқа, Йәһва сәвирчанлиқ билән күтүп, нурғун кишиләрниң мәңгү һаятқа еришиши үчүн пурсәт бериватиду (Пет. 2-х. 3:9, 15). У сәвирчан болғачқа, миллионлиған инсанлар Уни тонуп билди. Әгәр диққитимизни Худайимизниң сәвирчанлиғи қандақ бәрикәтләргә ериштүридиғанлиғиға қаратсақ, У бу рәзил дунияни йоқ қилидиған вақит-саатни күтүш техиму асанирақ болиду.

Бирси бизни териктүргәндә, сәвирчанлиқ асанлиқчә ғәзәплиништин сақлинишимизға ярдәм бериду (13-абзацқа қараң)

13. Әйса Мәсиһ қандақ қилип Атисиниң сәвирчанлиғини мукәммәл үлгә қилған? (Рәсимгиму қараң.)

13 Әйса Мәсиһ өз Атисиниң сәвирчанлиғини мукәммәл үлгә қилған вә йәр йүзидә болғанда, бу пәзиләтни нәмаян қилған. Болупму сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр билән болғанда, Әйса үчүн һәрдайим сәвирчан болуш асанға чүшмигән болуши мүмкин (Йоһ. 8:25—27). Бирақ у Атисини үлгә қилип, асанлиқчә ғәзәпләнмигән еди. У һақарәтләнгәндә яки әйипләнгәндә, аччиқланмиған (Пет. 1-х. 2:23). Әйса синақларға сәвирчанлиқ билән бәрдашлиқ берип, ағринмиған. Шуңа, Муқәддәс китапниң мундақ дейиши һәҗәплинәрлик әмәс: «Өзлириниң зияниға иш қилған гунакарларниң бундақ дүшмән гәплирини тәқабиллиқ билән чидиғучи тоғрисида җиддий ойлиниңлар» (Ибр. 12:2, 3). Йәһваниң ярдимидә бизму учриған һәрқандақ синаққа сәвирчанлиқ билән бәрдашлиқ берәләймиз.

Ибраһимниң сәвирчанлиғини үлгә қилсақ, Йәһваниң бизни һазир вә келәчәктә Өзи вәдә қилған йеңи дунияда техиму көп мукапатлайдиғанлиғиға қәтъий ишинәләймиз (14-абзацқа қараң)

14. Ибраһимниң сәвирчанлиғидин немиләрни үгинәләймиз? (Ибранийларға 6:15) (Рәсимгиму қараң.)

14 Шәйтанниң дуниясиниң ахирлишиши һәққидики вәдиниң әмәлгә ешишини узундин буян күтүватқан болсақчу? Бәлким, әшу күнни көрүшкә өмрүмиз йәтмәйдиғандәк һис қилимиз. Шу күнни давамлиқ сәвирчанлиқ билән күтүшимизгә немә ярдәм берәләйду? Ибраһимниң үлгисини көрәйли. Ибраһим 75 яшқа киргәндә, техи балиси йоқ еди. Бирақ Йәһва Худа униңға шундақ вәдә бәргән: «Сениңдин улуқ бир хәлиқни бәрпа қилимән» (Ярит. 12:1—4). Ибраһим бу вәдиниң әмәлгә ашқанлиғини көрдиму? Пүтүнләй көрмиди. Ибраһим Фират дәриясидин өтүп, 25 жилдин кейин, оғли Исһақ мөҗүзилик йол билән туғулғанлиғини көргән. Йәнә 60 жилдин кейин, нәврилири Әсав билән Яқуп туғулған (Ибранийларға 6:15ни оқуң). Амма Ибраһим әвлатлириниң чоң бир милләт болуп, Вәдә қилинған зиминға варислиқ қилғанлиғини көрмигән. Шундақтиму, бу садақәтмән киши Яратқучиси билән достлуқ мунасивәттә болған еди (Яқуп 2:23). Ибраһим келәчәктә тирилгәндин кейин, өз етиқади вә сәвирчанлиғи барлиқ милләтләрни бәхит-саадәткә ериштүргәнлигини билгәндә, толиму хошал болиду! (Ярит. 22:18) Буниңдин немини үгинимиз? Бәлким, биз Йәһваниң һәммә вәдилириниң әмәлгә ашқанлиғини шәхсән көрәлмәймиз. Бирақ Ибраһимға охшаш сәвирчан болсақ, Йәһва бизни һазир вә вәдә қилинған йеңи дунияда техиму көп мукапатлайдиғанлиғиға қәтъий ишинәләймиз (Марк 10:29, 30).

15. Шәхсий тәтқиқ өткүзгәндә немиләрни үгинишни планлисақ болиду?

15 Муқәддәс китапта сәвирчан болған башқа нурғун кишиләрниң мисаллири бар (Яқуп 5:10). План түзүп, шу мисалларни әстаидил тәтқиқ қилип көрсиңиз болиду b. Мәсилән, Давут яш вақтида Исраилниң падишаси болушқа тәйинләнгән, амма падишалиқ тәхтигә олтириштин бурун бирқанчә жиллар күтүшигә тоғра кәлгән. Шимон билән Һанна вәдә қилинған Мәсиһни күтүватқанда, Йәһва Худаға садақәтмәнлик билән ибадәт қилған (Луқа 2:25, 36—38). Мошу мисалларни тәтқиқ қилғанда, төвәндикидәк соаллар үстидә ойлинип көрүң: «Бу кишиниң сәвирчанлиқ көрситишигә немә ярдәм бәргән? У сәвирчан болушниң қандақ пайдисини көргән? Мән уни қандақ үлгә қилалаймән?» Буниңдин башқа, сәвирчанлиқ көрсәтмигән кишиләрдин өзүңизгә қандақ савақ алалайдиғанлиғиңизни ойлаң (Сам. 1-яз. 13:8—14). Өзүңиздин мундақ сорап көрүң: «Бу киши немә үчүн сәвирчан болалмиған? Шу сәвәп у қандақ ақивәткә қалған?»

16. Сәвирчан болушниң қандақ пайдиси бар?

16 Сәвирчан болушниң пайдиси һәққидә ойлаң. Сәвирчан болсақ, көңлүмиз техиму хошал-хорам вә тинч-хатирҗәм болиду. Шуңа, сәвирчанлиқ роһий вә җисманий сағламлиғимиз үчүн пайдилиқ. Башқиларға сәвирчан болсақ, улар билән техиму яхши мунасивәт орнитимиз. Җамаитимиз техиму инақ-иттипақ болиду. Бирси бизни териктүргәндә, асанлиқчә аччиқланмисақ, вәзийәтниң техиму яманлишип кетишиниң алдини алалаймиз (Зәб. 37:8; Пәнд н. 14:29). Һәммидин муһими, сәвирчан болсақ, асмандики Атимизни үлгә қилимиз вә Униңға техиму йеқинирақ болимиз.

17. Немә қилишқа қәтъий бәл бағлишимиз керәк?

17 Сәвирчанлиқ һәқиқәтән кишини җәлип қилидиған есил пәзиләт болуп, һәммимиз үчүн пайдилиқ. Гәрчә сәвирчан болуш дайим асанға тохтимисиму, Йәһваниң ярдими билән бу пәзиләтни давамлиқ йетилдүрәләймиз. Йеңи дунияни сәвирчанлиқ билән күтүватқинимизда «Йәһваниң көзи Униңдин қорққанларға вә Униң шәпқитини күткәнләргә» тикиливатқанлиғиға ишинәләймиз (Зәб. 33:18). Шуңа, һәммимиз давамлиқ сәвир-тақәтни «кийишкә» қәтъий бәл бағлайли.

6-НАХША Худа хизмәтчисиниң дуаси

a Бүгүнки күндә Шәйтанниң бу дуниясида сәвир-тақәтлик кишиләр аз. Бирақ Муқәддәс китап бизни сәвир-тақәткә «кийинишкә» дәвәт қилиду. Бу пәзиләтниң немә үчүн шунчә муһимлиғини вә техиму сәвирчан болуш үчүн немә қилалайдиғанлиғимизни көрүп чиқайли.

b Муқәддәс китаптики сәвирчан болғанлар тоғрисидики үзүндиләрни тепиш үчүн «Күзитиш мунари материаллири көрсәткүчидики» «Сәвир-тақәт» дегән мавзуға қараң.