33-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Даниялниң үлгисидин үгиниң
«Сән интайин сөйүлгән адәм» (ДАН. 9:23, КТ).
137-НАХША Җасарәт бәргин
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Даниялниң қайси тәрәплири бабиллиқларни һәйран қалдурған?
БАБИЛЛИҚЛАР Даниял пәйғәмбәрни өз жутидин әсиргә елип кәткәндә, у техи яш жигит еди. Бирақ Даниял өзини әсиргә алғанларни интайин һәйран қалдурған. Улар Даниялниң һечбир камчилиғи йоқ келишкән жигит екәнлигини вә униң абройлуқ аилидин келип чиққанлиғини көргән (Сам. 1-яз. 16:7). Шуңа, бабиллиқлар уни тәрбийиләп, муһим хизмәт орниға қоймақчи болған (Дан. 1:3, 4, 6).
2. Йәһва Худа немә үчүн Даниялни яхши көргән? (Әзәкиял 14:14)
2 Йәһва Худа Даниялни падиша сарийидики алаһидә имтиязи сәвәплик әмәс, униң пәзиләтлири сәвәплик яхши көргән. Әмәлийәттә, Йәһва уни Нуһ, Аюплар билән бир қатарда тилға алғанда, Даниял 20 яшта болуши мүмкин. Әшу кишиләр нәччә он жил Худа билән жүрүп, яхши нам-атақ қазанған еди (Ярит. 5:32; 6:9, 10; Аюп 42:16, 17; Әзәкиял 14:14ни оқуң). Даниял өмүр бойи Йәһваниң қәдирлишигә еришкән (Дан. 10:11, 19).
3. Бу мақалидә немиләрни муһакимә қилимиз?
3 Бу мақалидә Йәһваниң көз алдида Даниялни қәдир-қиммәтлик қилған икки пәзиләтни көрүп чиқимиз. Авал униң һәрбир пәзиләтни қайси вәзийәтләрдә көрсәткәнлигини көрүмиз. Кейин Даниялниң бу пәзиләтләрни йетилдүрүшигә немә ярдәм бәргәнлигини үгинимиз. Бу мақалә яшларни көздә тутуп йезилған болсиму, һәммимиз Даниялниң үлгисидин үгинәләймиз.
ДАНИЯЛНИҢ ҖАСАРИТИНИ ҮЛГӘ ҚИЛИҢ
4. Даниял җасаритини қандақ көрсәткән? Мисал кәлтүрүң.
4 Җасарәтлик кишиләр қорқунуч һис қилиши мүмкин, амма улар қорқунучниң өзлирини тоғра иш қилиштин тосушиға йол бәрмәйду. Даниял наһайити җасарәтлик жигит еди. Униң икки вәзийәттә көрсәткән җасарити тоғрисида көрүп бақайли. Биринчиси, бабиллиқлар Йерусалимни вәйран қилип, икки жилдин кейин йүз бәргән вақиәни көрәйли. Бабил падишаси Небуқаднисар ғайәт зор бир һәйкәл һәққидә кишини чөчүтидиған әҗайип бир чүшни көргән. Әгәр өзиниң немә чүш көргәнлигини ейтип беридиған вә уни чүшәндүридиған һечким чиқмиса, падиша барлиқ данишмәнләрни вә Даниялниму өлтүридиғанлиғи һәққидә тәһдид салған (Дан. 2:3—5). Даниял дәрһал бир иш қилиши керәк еди. Ундақ болмиса, нурғун кишиләр өлтүрүләтти. У падишаниң алдиға кирди вә чүшниң мәнасини ейтип бериши үчүн вақит беришини сориди (Дан. 2:16). Бу вәзийәттә Даниял җасарәтлик болуп, күчлүк етиқадини көрситиши керәк еди. Муқәддәс китапта һечбир йеридә илгири Даниялниң чүш өрүгәнлиги тоғрисида үзүндиләр йоқ. У бабилончә Шадрак, Мишак, Әбәднего дәп аталған достлиридин асмандики Худадин рәһим-шәпқәт қилип, бу сирни ашкарилишини сорашни өтүнгән (Дан. 2:18). Йәһва уларниң дуалириға җавап қайтурған. Худаниң ярдими билән у Небуқаднисарниң чүшини өрүп бәргән. Шундақ қилип, Даниял вә униң достлири аман қалған еди.
5. Даниялниң җасарити йәнә қандақ синаққа дуч кәлгән?
5 Даниял ғайәт зор һәйкәл тоғрисидики чүшни чүшәндүрүп көп вақит өтмәй, униң җасарити йәнә бир қетим синаққа дуч кәлгән еди. Небуқаднисар көңлини беарам қилидиған йәнә бир чүшни көргән. Бу чүштә ғайәт йоған дәрәқ бар еди. Даниял җасарәт билән падишаға чүшниң мәнасини, җүмлидин падишаниң сараң болуп қалидиғанлиғи вә бир мәзгил тәхттин айрилидиғанлиғини ейтқан (Дан. 4:25). Падиша шуларни аңлиғанда, Даниялни өзиниң дүшмини дәп қарап, уни өлтүрүши мүмкин еди. Амма Даниял җасарәт билән йәнила шу хәвәрни йәткүзгән.
6. Даниялниң җасарәтлик болушиға немә ярдәм бәргән?
6 Даниялға немә ярдәм бәргән? Наһайити ениқки, Даниял яш вақтида өз ата-анисиниң үлгисидин үгәнгән. Уларниң Йәһваниң исраил ата-аниларға бәргән көрсәтмилиригә бойсунғанлиғи вә балисиға Худаниң қанунини үгәткәнлиги шәк-шүбһисиздур (Қ. шәр. 6:6—9). Даниял он пәрманға охшаш Тәвраттики асасий қануннила әмәс, бәлки немини йейишкә болидиғанлиғи яки болмайдиғанлиғи тоғрисидики нурғун тәпсилатларниму билгән b (Лав. 11:4—8; Дан. 1:8, 11—13). Даниял йәнә Худа хәлқиниң тарихини үгәнгән вә улар Йәһваниң өлчәмлири бойичә яшимиғанда немә болғанлиғини билгән (Дан. 9:10, 11). Даниялниң һаятидики кәчүрмишләр уни Йәһва Худа вә Униң күчлүк пәриштилириниң өзини қоллиғанлиғиға ишәндүргән (Дан. 2:19—24; 10:12, 18, 19).
7. Даниялниң җасарәтлик болушиға йәнә немә ярдәм бәргән? (Рәсимгиму қараң.)
7 Даниял башқа пәйғәмбәрләрниң язмилирини, мәсилән Йәрәмияниң бәшарәтлирини тәтқиқ қилип үгәнгән. Нәтиҗисидә, у йәһудийларниң Бабилдики сүргүнлиги пат йеқинда ахирлишидиғанлиғини билгән. (Дан. 9:2). Муқәддәс Язмилардики бәшарәтләрниң әмәлгә ашқанлиғи шәк-шүбһисизки, Даниялниң Йәһваға болған ишәнчисини күчәйткән (Римлиқларға 8:31, 32, 37—39ни селиштуруң). Әң муһими, Даниял асмандики Атисиға дайим дуа қилған еди (Дан. 6:10). У өз гуналири үчүн Йәһваға товва қилған вә өз һис-туйғулирини Униңға ейтқан. Даниял йәнә Худадин ярдәм сориған (Дан. 9:4, 5, 19). Даниял худди бизгә охшаш инсан, шуңа у җасарәтлик болуп туғулмиған, әксинчә у тәтқиқ қилип үгиниш, дуа қилиш вә Йәһва Худаға ишәнч бағлаш арқилиқ җасарәтни йетилдүргән.
8. Биз җасарәтни қандақ йетилдүрәләймиз?
8 Җасарәтни йетилдүрүш үчүн немә қилишимиз керәк? Ата-анимиз бизни җасарәтлик болушқа үндиши мүмкин, бирақ улар бу пәзиләтни бизгә мирас қалдуралмайду. Җасарәтлик болуш худди йеңи бир һүнәрни үгәнгәнгә охшайду. Һүнәрни егиләшниң бир усули — устиниң һәрикәтлирини йеқиндин күзитип, униң һәрикәтлирини дораш. Худди шуниңға охшаш, бизму башқиларниң бу пәзиләтни қандақ көрситидиғанлиғини диққәт билән күзитип, андин уларниң үлгисини дорап, җасарәтлик болушни үгинимиз. Ундақта, Даниялниң үлгисидин немиләрни үгәндуқ? Бизму униңға охшаш Худаниң Сөзини пишшиқ билишимиз керәк. Йәһва билән дайим әркин-азадә параңлишиш арқилиқ Униң билән йеқин мунасивәт орнитишимиз керәк. Униңдин башқа, Йәһваниң һәрдайим биз билән биллә болуп, бизгә ярдәм беридиғанлиғиға ишинишимиз лазим. Шундақ қилсақ, иман-етиқадимиз синалғанда җасарәтлик болимиз.
9. Җасарәтлик болушниң қандақ пайдиси бар?
9 Җасарәтлик болушниң биз үчүн пайдиси бар. Бенниң мисалини көрүп бақайли. У Германиядики бир мәктәптә оқуған. У йәрдә һәммә адәм тәдриҗий тәрәққиятқа ишинәтти вә Муқәддәс китаптики яритилиш тоғрисидики мәзмунларни әпсанивий-ривайәт дәп қаратти. Бир күни синиптики оқуғучилар алдида униң немә үчүн яритилишқа ишинидиғанлиғини чүшәндүрүш пурсити болди. У җасарәт билән өз ишәнчисини башқиларға сөзләп бәрди. Нәтиҗиси қандақ болған? Бен мундақ дәйду: «Оқутқучим мени әстаидиллиқ билән көңүл қоюп тиңшиди. У мән қолланған материални көпәйтип, синиптики һәрбир оқуғучиға тарқитип бәрди. Бенниң савақдишлири қандақ инкас қайтурған? Бен мундақ дәйду: «Уларниң көпинчиси ейтқанлиримға қулақ салди вә өзлириниң маңа һәвәс қилидиғанлиғини ейтти». Худди Бенниң мисалида көргинимиздәк, җасарәтлик кишиләр дайим башқиларниң һөрмитигә еришиду. Улар йәнә сәмимий кишиләрни Йәһваға җәлип қилиши мүмкин. Дәрвәқә, җасарәтни йетилдүрүшимизниң көп яхши сәвәплири бар.
ДАНИЯЛНИҢ САДАҚӘТМӘНЛИГИНИ ҮЛГӘ ҚИЛИҢ
10. Садақәтмәнлик дегән немә?
10 Муқәддәс китапта “садақәт” вә “садиқ муһәббәт” дәп тәрҗимә қилинған ибранийчә сөз дайим Йәһваниң Өз хизмәтчилиригә көрсәткән сөйгүси тәсвирләнгәндә ишлитилгән. Охшаш сөзләр йәнә Худа хизмәтчилириниң бир-биригә көрсәткән сөйгү-муһәббитини ипадиләштиму ишлитилгән (Сам. 2-яз. 9:6, 7). Вақитниң өтүшигә әгишип садақәтмәнлигимиз күчийиду. Һазир Даниялниң садақәтмәнлиги қандақ күчәйгәнлигини көрүп бақайли.
11. Даниял яшинип қалғанда униң садақәтмәнлиги қандақ синалған?
11 Даниялниң һаятида нурғун вәзийәтләрдә униң Йәһваға болған садақәтмәнлиги синалған. Бирақ у 90 яшқа киргәндә әң чоң бир синаққа дуч кәлгән. Шу вақитта Мидия вә Парс Бабилни ишғал қилип, падиша Дариус һөкүмранлиқ қилған еди. Падиша ордисидики әмәлдарлар Даниялни яқтурмиған вә у ибадәт қилидиған Худани һөрмәт қилмиған. Шуңа, улар Даниялни өлтүрмәкчи болған. Шуниң билән улар Даниялниң Худаға яки падишиға садиқ болидиғанлиғини синайдиған бир пәрманни чиқарғузған. Даниялниң падишиға болған садиқлиғини испатлаш вә башқиларға охшаш җазадин қутулуп қелиш үчүн, Йәһваға 30 күн дуа қилишни тохтитиши керәк еди. У Йәһваға садиқ болушини таллиған. Нәтиҗидә, у ширларниң өңкүригә ташланған. Амма Йәһва Худа Даниялниң садақәтмәнлигини мукапатлап, уни ширларниң еғизидин қутқузуп қалған (Дан. 6:12—15, 20—22). Даниялға охшаш биз Йәһваға садақәтмәнлигимизни сақлап қелиш үчүн немә қилалаймиз?
12. Даниял Йәһва Худаға болған күчлүк садақәтмәнликни қандақ йетилдүргән?
12 Жуқурида тилға елип өткәндәк, Йәһваға садиқ қелиш үчүн Униңға болған сөйгү-муһәббитимиз күчлүк болуши керәк. Даниял Йәһваға садиқ қалған, чүнки у асмандики Атисини интайин яхши көргән еди. Наһайити ениқки, Даниял әшу сөйгү-муһәббәтни йетилдүрүш үчүн Йәһваниң пәзиләтлири вә Униң шу пәзиләтләрни қандақ көрситип кәлгәнлиги үстидә чоңқур ойланған (Дан. 9:4) Даниял йәнә Йәһваниң өзигә вә хәлқигә қилған барлиқ яхши ишлири тоғрисида чоңқур ойланған (Дан. 2:20—23; 9:15, 16).
13. а) Яш қериндашлиримизниң садақәтмәнлиги қандақ синақларға дуч келиду? Мисал кәлтүрүң (Рәсимгиму қараң). ә) Изаһәттики видеода көрситилгәндәк, кишиләр охшаш җинислиқларниң муһәббәтлишишини Йәһва гувачилириниң қоллайдиған-қоллимайдиғанлиғини сориғанда, қандақ җавап берәләйсиз?
13 Худди Даниялниң вәзийитигә охшаш яшлиримизниң әтрапида Йәһвани вә униң өлчәмлирини һөрмәтлимәйдиған кишиләр бар. Бундақ кишиләр Худани сөйидиған кишиләрни яқтурмаслиғи мүмкин. Бәзиләр һәтта яшлиримизни бозәк қилишқа урунуп, уларниң Йәһваға болған садақәтмәнлигини бузмақчи болиду. Мәсилән, Австралиядә яшиған Грейм исимлиқ бир яшқа немә иш болғанлиғиға диққәт қилип бақайли. У мәктәптә қийин бир вәзийәткә дуч кәлгән. Оқутқучи синиптики оқуғучилардин бир савақдиши өзиниң охшаш җинислиқлар билән муһәббәтлишидиғанлиғини ейтса, уларниң қандақ инкас қайтуридиғанлиғини сориған. Оқутқучи барлиқ савақдашларға: «Ким бундақ турмуш кәчүрүш усулини қоллиса, бир тәрәпкә өтүңлар, қоллимайдиғанлар башқа тәрәпкә өтүңлар»,— дегән. Грейм мундақ дәйду: «Мән билән йәнә башқа бир Гувачи бир тәрәпкә өттуқ, башқиларниң һәммиси өзлириниң қоллайдиғанлиғини билдүрүп, башқа тәрәпкә өтти». Вәзийәт техиму қийинлишип, Греймниң Йәһваға болған садақәтмәнлиги синаққа дуч кәлгән. У мундақ дәйду: «Узун бир саатлиқ дәрисниң қалған қисмида башқа оқуғучилар, һәтта оқутқучи бизни һақарәтлиди. Тинч-хатирҗәмликни сақлап, мувапиқ усулда етиқадимни қоғдаш үчүн пүтүн күчүм билән тириштим. Амма улар мениң ейтқан сөзлиримгә қулақ салмиди». Бу садақәтмәнлик синиғи Греймға қандақ тәсир қилди? У мундақ дәйду: «Мән бундақ һақарәтлик гәп-сөзләр билән һуҗумға учрашни яқтурмидим. Амма Йәһваға садиқ қелип өз иман-етиқадимни қоғдап қалғиним үчүн чәксиз хошал болдум» c.
14. Йәһваға болған күчлүк садақәтмәнликни йетилдүрүшниң бир йоли қайси?
14 Әгәр Даниялға охшаш бизму Йәһваға болған чоңқур сөйгү-муһәббәтни йетилдүрсәк, Униңға болған күчлүк садақәтмәнликни йетилдүрәләймиз. Биз Йәһваниң пәзиләтлири һәққидә үгиниш арқилиқ шундақ сөйгү-муһәббәтни йетилдүримиз. Мәсилән, биз У яратқан нәрсиләрни тәтқиқ қилип үгинәләймиз (Рим. 1:20). Әгәр Йәһва Худаға болған сөйгү-муһәббәт вә һөрмәтни чоңқурлаштурмақчи болсиңиз, «Әҗайип яратмилар» намлиқ мақалиләрни яки видеоларни көрүң. Йәнә «Мәвҗудат өз-өзидин пәйда болдиму?» вә «Мәвҗудатниң мәнбәси. Бәш муһим соал» дегән китапчилардин бәзи мақалиләрни тапалайсиз. Эстер исимлиқ Даниядә яшайдиған яш қериндашниң бу нәшир материаллар һәққидә немиләрни дегәнлигигә диққәт қилайли: «Китапчилардики чүшәндүрүш әҗайип уйғун. Бу сизгә немигә ишинишни ейтмайду, пәқәт әмәлий фактларни аддий йоллар билән көрситип бериду. Ахирида қарарни өзүңиз чиқирисиз». Сәл авал тилға елинған Бен мундақ дәйду: «Бу материаллар маңа Худаниң һаятлиқни яратқанлиғини испатлишимға ярдәм берип, иман-етиқадимни күчәйтти». Мошу материалларни үгәнгәндин кейин, сизму Муқәддәс китапта ейтилған мону сөзләргә қошулушиңиз мүмкин: «Йәһва, бизниң Худайимиз, Сән шан-шөһрәткә, шан-шәрәпкә вә күч-қудрәткә лайиқсән, чүнки Сән барлиқ нәрсини яраттиң вә барлиқ нәрсә Сениң ирадәң бойичә моҗут һәм яритилғандур» (Вәһ. 4:11) d.
15. Йәһва билән болған достлуғимизни күчәйтишниң йәнә бир йоли қайси?
15 Йәһва Худаға болған сөйгү-муһәббәтни йетилдүрүшниң йәнә бир йоли — Әйсаниң һаят кәчүрмишлирини әстаидиллиқ билән үгиниш. Германиядә яшайдиған Самира исимлиқ бир қериндишимиз дәл шундақ қилған. У мундақ дәйду: «Мән Әйса Мәсиһ арқилиқ Йәһвани техиму яхши тонудум». У балилиқ чағлирида Йәһваниң қандақ һис-туйғуда болидиғанлиғини чүшинишни қийин көргән. Амма У Әйсаниң һис-туйғулирини чүшәнгән. У йәнә мундақ дәйду: «Мән Һәзрити Әйсани яхши көрәттим, чүнки у наһайити достанә вә балиларни яхши көрәтти». У Әйса һәққидә қанчә көп үгәнгәнсири, Йәһва билән болған мунасивити техиму күчәйгән. Немә үчүн? У мундақ дәйду: «Мән аста-аста Әйсаниң өз Атисини мукәммәл үлгә қилғанлиғини чүшәндим, уларниң нурғун охшашлиқ тәрәплири болған еди. Мән дәл буниң Йәһваниң немә үчүн Әйсани йәр-йүзигә әвәткәнлигиниң сәвәплиридин бири вә инсанларниң Йәһвани техиму яхширақ тонуш мүмкинчилиги барлиғини һис қилдим» (Йоһ. 14:9). Әгәр Йәһва Худа билән болған сөйгү-муһәббәт риштиңизни күчәйтишни халисиңиз, ундақта Әйса һәққидә үгиниш үчүн вақит чиқириң. Шундақ қилсиңиз, Йәһваға болған сөйгүңиз вә садақитиңиз техиму күчийиду.
16. Немә үчүн биз садиқ қелишимиз керәк? (Зәбур 18:25; Мика 6:8)
16 Садиқ кишиләр дайим бузулмас достлуқ орниталайду (Рут 1:14—17). Буниңдин башқа, әгәр Йәһваға садиқ болсақ, көңлүмиз хатирҗәм болуп, қанаәт тапқандәк һис қилимиз. Немә үчүн? Чүнки Йәһва өзигә садиқ кишиләргә садиқ болидиғанлиғини вәдә қилиду (Зәбур 18:25; Мика 6:8ни оқуң). Ойлап көрүң, һәммигә Қадир Яратқучи бизни һәр дайим сөйидиғанлиғини вәдә қилиду. Әгәр Униң билән йеқин дост болсақ, мәйли синақ, мәйли қаршилиқ, һәтта өлүм бизни Униңдин айриветәлмәйду (Дан. 12:13; Луқа 20:37, 38; Рим. 8:38, 39). Даниялни үлгә қилиш вә дайим Йәһва Худаға садиқ қелиш немә дегән муһим!
ДАНИЯЛДИН ҮГИНИШНИ ДАВАМЛАШТУРУҢ
17, 18. Даниялдин йәнә немиләрни үгинәләймиз?
17 Бу мақалидә Даниялниң пәзиләтлиридин иккисини көрүп чиқтуқ. Бирақ униңдин үгинидиған йәнә нурғун нәрсиләр бар. Мәсилән, Йәһва Даниялға бир қатар ғайиванә көрүнүшләрни вә чүшләрни көрсәткән вә униңға бәшарәтлик сөзләрни чүшәндүрүш қабилийитини бәргән. Шу бәшарәтләрниң нурғунлири аллиқачан әмәлгә ешип болди, йәнә бәзилири йәр йүзидики һәрбир инсанға тәсир көрситидиған кәлгүсидики вақиәләр һәққидә тәпсилий мәлуматларни бериду.
18 Кейинки мақалидә Даниял йезип қалдурған бәшарәтләрдин иккисини көрүмиз. Уларни чүшиниш, мәйли яш яки қери болайли, һәммимизниң һазирниң өзидә ақиланә қарар чиқиришимизға ярдәм берәләйду. Бу бәшарәтләр җасаритимизни вә садақәтмәнлигимизни техиму күчәйтәләйду. Шуниң билән, алдимизда дуч келидиған синақларға тәйяр болалаймиз.
54-НАХША Етиқатта чиң турайли
a Бүгүнки күндә Йәһваниң яш хизмәтчилири җасарити вә ЙәҺваға болған садақәтмәнлигини синайдиған қийинчилиқларға дуч келиду. Тәңтушлири уларни Худаға хизмәт қилғини вә Униң өлчәмлири бойичә яшиғини үчүн заңлиқ қилиши мүмкин. Даниял пәйғәмбәрни үлгә қилип, Йәһва Худаға җасарәт вә садиқлиқ билән хизмәт қилғанларниң һәқиқий дана кишиләр екәнлигини көрүп чиқимиз.
b Даниялниң бабиллиқларниң йемәк-ичмәклирини напак дәп қаришиниң бәлким үч сәвәви болған. 1) Уларға берилгән гөш Қанунда мәнъий қилинған һайванларниң гөши болуши мүмкин (Қ. шәр. 14:7, 8). 2) Һайванлар боғузланғанда, қени толуқ чиқирилмиған болуши мүмкин (Лав. 17:10—12). 3) Шу тамақни йейиш ялған илаһларға ибадәт қилишниң бир қисми дәп қаралған болуши мүмкин (Лавийлар 7:15; 1 вә Коринтлиқларға 1-хәт 10:18, 21, 22ни селиштуруң).
c «Һәққанийлиқ тинч-хатирҗәмликкә ериштүриду» (рус) намлиқ видеони көрүң.
d Йәһваға болған сөйгү-муһәббитиңизни чоңқурлаштуруш үчүн «Йәһваға йеқинлишиң» намлиқ китапни тәтқиқ қилсиңиз болиду. Униңда Йәһваниң пәзиләтлири тәпсилий мулаһизә қилинған.