Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

36-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Көтириш зөрүр болғанлирини елип, қалғанлирини ташлаветиң

Көтириш зөрүр болғанлирини елип, қалғанлирини ташлаветиң

«Бизни еғирлаштуридиған һәммә нәрсини... ташлап, бәрдашлиқ билән бизгә бәлгүләнгән мусапида жүгрәйли» (ИБР. 12:1).

38-НАХША Жүкүңни Йәһваға ташла

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Ибранийларға 12:1-айәткә асасланғанда, ахирқи пәллигә йетиш үчүн немә қилишимиз керәк?

 МУҚӘДДӘС КИТАП Мәсиһ әгәшкүчилириниң һаятини бир мусабиқә билән селиштурған. Әң ахирқи пәллини оңушлуқ бесип өткәнләр мәңгү һаятқа еришиду (Тим. 2-х. 4:7, 8). Биз һәртүрлүк еғир жүкләрни ташлап, сәвирчанлиқ билән алдимиздики мусабиқини жүгүрүп түгитишимиз керәк. Һаятлиқ мусабиқисини оңушлуқ тамамлиған әлчи Паул бу мусабиқидә ғәлибә қилишимизға немә ярдәм беридиғанлиғини ениқ көрситип бәргән. У бизни үндәп мундақ дегән: «Бизни еғирлаштуридиған һәммә нәрсини... елип ташлап, бәрдашлиқ билән бизгә бәлгүләнгән мусапида жүгрәйли» (Ибранийларға 12:1ни оқуң).

2. «Һәммә нәрсини» ташлаш дегән немини билдүриду?

2 Әлчи Паул «һәммә нәрсини» ташлишимиз керәклигини ейтқанда, Мәсиһ әгәшкүчиси һечқандақ жүкни көтәрмәслиги керәк демәкчи болғанму? Әлвәттә, яқ. У һәрбир зөрүр болмиған жүкни ташлишимиз керәклигини ейтқан. Шундақ жүк қәдимимизни астилитип, бизни һардуруп қоялайду. Чидам-ғәйрәт көрситиш үчүн еғирлаштуридиған вә зөрүр болмиған жүкни дәрһал ениқлап, уни ташлишимиз керәк. Шундақла, көтиришимиз зөрүр болған жүкләрни бир чәткә қайрип қоймаслиғимиз лазим. Болмиса, лаяқәтсиз болуп, бу мусабиқидин чүшүп қалимиз (Тим. 2-х. 2:5). Ундақта, қайси жүкләрни көтиришимиз лазим?

3. а) Галатилиқларға 6:5-айәткә асасланғанда, чоқум немини көтиришимиз керәк? ә) Бу мақалидә немиләрни муһакимә қилимиз вә немә үчүн?

3 Галатилиқларға 6:5ни оқуң. Әлчи Паул чоқум өзүмиз көтириш керәк нәрсини көрситип, мундақ дегән: «Һәрким өз жүкини көтириду». Демәк, у Худаниң алдидики җавапкарлиқни, йәни өзүмиз елип жүрүшимиз керәк мәсъулийитимизни, тилға алған. Бу мақалидә өз жүкимиз немини өз ичигә алидиғанлиғи вә уни қандақ елип жүрәләйдиғанлиғимизни муһакимә қилимиз. Униңдин башқа, еһтимал өзүмиз көтүрүп жүриватқан, амма зөрүр болмиған жүкләрни ениқлап, уларни қандақ ташлашқа болидиғанлиғини үгинимиз. Өз жүкимизни көтирип, зөрүр болмиған жүкни ташлисақ, һаятлиқ мусабиқисини оңушлуқ жүгүрүп тамамлалаймиз.

КӨТИРИШИМИЗ ЗӨРҮР ЖҮКЛӘР

Өз жүкимизни көтириш Йәһваға беғишланғанда бәргән қәсимимизни орунлаш, аилидики мәҗбурийәтлиримизни ада қилиш вә қарарлиримиз үчүн җавапкар болушни билдүриду (4—9 абзацларға қараң)

4. Немә үчүн өзүмизни Йәһваға беғишлаш қәсими еғир жүк әмәс? (Рәсимгиму қараң.)

4 Өзүмизни беғишлаш қәсими. Биз һаятимизни Йәһваға беғишлиғанда, Униңға ибадәт қилиш вә Униң ирадисини орунлашқа қәсәм қилдуқ. Бу қәсимимизни һәргизму бузмаслиғимиз керәк. Өзүмизни беғишлиғанда бәргән қәсимимизгә әмәл қилиш — чоң бир мәсъулийәт, амма бу еғир жүк әмәс. Йәһва Худа әслидә бизни Униң ирадисини орунлаш үчүн яратқан (Вәһ. 4:11). У қәлбимизгә роһий еһтияҗни қоюп, бизни Өз образида яратқан. Нәтиҗидә, биз Униңға йеқинлишалаймиз вә Униң ирадисини орунлап хошаллиқ тапалаймиз (Зәб. 40:8). Техиму муһими, Худаниң ирадисини орунлап, Униң Оғлиға әгәшкинимиздә, җенимиз арам тапиду (Мәт. 11:28—30).

(4, 5-абзацларға қараң)

5. Беғишлиниш қәсимиңизни орунлашқа немә ярдәм берәләйду? (Йоһ. 1-х. 5:3)

5 Бу жүкни қандақ көтирәләйсиз? Буниңға икки нәрсә ярдәм берәләйду. Алди билән, Йәһва Худаға болған сөйгү-муһәббитиңизни давамлиқ күчәйтиң. Буни қилиш үчүн, Униң сиз үчүн қилип келиватқан барчә яхши ишлири вә келәчәктә тәйярлап қойған бәрикәтлири һәққидә чоңқур ойлиниң. Худаға болған муһәббитиңиз қанчә чоңқурлашқансири, Униңға шунчә асанирақ бойсунисиз (Йоһанниң 1-хети 5:3ни оқуң). Иккинчидин, Әйсани үлгә қилиң. У Худаниң ирадисини оңушлуқ орунлиған. Чүнки у дуа қилип, Йәһвадин ярдәм сориған вә диққитини келәчәктики мукапитиға қаратқан (Ибр. 5:7; 12:2). Әйсаға охшаш Йәһва Худадин күч-қувәт сораң вә мәңгүлүк һаят үмүтини есиңиздә чиң сақлаң. Худаға болған муһәббитиңиз күчәйгәнсири вә Униң Оғлини үлгә қилғиниңизда, беғишланғанда бәргән қәсимиңизни орунлалайсиз.

6. Немә үчүн аилә әзалири өз вәзипилирини орунлиши керәк? (Рәсимгиму қараң.)

6 Аилидики вәзипиләр. Биз чоқум Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһни уруқ-туққанлиримиздинму көпирәк сөйүшимиз керәк (Мәт. 10:37). Амма бу аилидики мәҗбурийитимизгә сәл қаришимиз керәклигини билдүрмәйду. Чүнки сәл қарисақ, Йәһва Худани вә Әйса Мәсиһни хурсән қилалмаймиз. Әксичә, уларниң қобул қилишиға еришиш үчүн аилидики ролимизни ада қилишимиз керәк (Тим. 1-х. 5:4, 8). Шундақ қилсақ, техиму хошал болумиз. Йәһва Худа бизни шундақ яратқанки, әр-аял бир-биригә сөйгү-муһәббәт вә һөрмәт билән муамилә қилса, ата-анилар балилирини меһир-муһәббәт билән тәрбийилисә, балилар ата-анисиға бойсунса, аилә бәхитлик болиду (Әфәс. 5:33; 6:1, 4).

(6, 7-абзацларға қараң)

7. Аилиңиздики ролиңизни қандақ ада қилалайсиз?

7 Бу жүкни қандақ көтирәләйсиз? Аилидики ролиңиз қандақ болушидин қәтъийнәзәр, һис-туйғулириңизға, урп-адәт, мәдәнийитиңизгә яки мутәхәссисләр дәп аталғанларниң сөзлиригә әмәс, Муқәддәс китаптики дана мәслиһәтләргә тайиниң (Пәнд н. 24:3, 4). Муқәддәс китапқа асасланған нәшрий материаллардин яхши пайдилиниң. Уларда Муқәддәс китап принциплирини турмушимизда әмәлий ишлитиш тоғрисида нәсиһәтләр бар. Мәсилән, «Аилиләр үчүн ярдәм» намлиқ бир қатар мақалиләрдә әр-аяллар, ата-анилар вә өсмүрләр бүгүнки күндә дуч келиватқан қийинчилиқлар һәққидә мәзмунлар бар b. Һәтта аилидики башқа әзалар халимисиму, Муқәддәс китапта ейтилғанларни әмәлий ишлитиш қарариңиз қәтъий болсун. Шундақ қилсиңиз, аилиңиз буниң пайдисини көриду вә Йәһваниң бәрикитидин бәһримән болисиләр (Пет. 1-х. 3:1, 2).

8. Чиқарған қарарлиримиз бизгә қандақ тәсир қилиду?

8 Қарарлиримиз үчүн җавапкар болуш. Йәһва бизгә таллаш әркинлигини соға қилған. У бизниң яхши қарар чиқирип, хошал болушимизни халайду. Амма яман қарарларни чиқарсақ, У бизни яман ақивәтләрдин қоғдимайду (Гал. 6:7, 8). Шу сәвәптин натоғра қарарлиримиз, ойланмай қилған гәп-сөзлиримиз вә алдирақсан қилған иш-һәрикәтлиримиз үчүн өзүмиз җавапкар. Қилған ишлиримиз түпәйли, өзүмизни гунакар һис қилип, виждан азавини тартишимиз мүмкин. Бирақ чиқарған қарарлиримизға җавапкар болушимиз керәклигини билиш гуналиримизни етирап қилип, хаталиқлиримизни түзитишкә вә охшаш хаталиқни қайта тәкрарлимаслиққа үндәйду. Мошу иш-һәрикәтләр һаят мусабиқисини давамлаштурушимизға ярдәм берәләйду.

(8, 9-абзацларға қараң)

9. Натоғра қарар чиқарсиңиз, немә қилсиңиз болиду? (Рәсимгиму қараң.)

9 Бу жүкни қандақ көтирәләйсиз? Әгәр бир хата қарар чиқирип, уни өзгәртәлмисиңиз, реаллиқни қобул қилиң. Өтмүшни өзгәртәлмәйдиғанлиғиңизни етирап қилиң. Өзүңизни ақлаш үчүн вә өткүзгән хаталиғиңиз үчүн башқиларни әйипләшкә вақтиңизни вә күчиңизни исрап қилмаң. Әксичә, хаталиғиңизни бойниңизға елиң вә қолуңиздин келишичә яхширақ қилишқа һәрикәт қилиң. Әгәр өткүзгән хаталиғиңиз сәвәплик өзүңизни гунакар һис қилсиңиз, кәмтәрлик билән Йәһваға дуа қилип, Униң алдида хаталиғиңизни етирап қилип, кәчүрүм сораң (Зәб. 25:11; 51:3, 4). Хаталиғиңиз түпәйли көңли рәнҗигән кишиләрдин кәчүрүм сораң. Зөрүр болса, ақсақаллардин ярдәм сораң (Яқуп 5:14, 15). Өз хаталиғиңиздин савақ елип, уни тәкрарлаштин сақлиниң. Буларни қилғиниңизда, шуниңға қәтъий ишиниңки, Йәһва Худа чоқум сизгә рәһим-шәпқәт көрситиду вә барчә еһтияҗиңизни тәминләп бериду (Зәб. 103:8—13).

ЧОҚУМ ТАШЛАВЕТИШИМИЗ КЕРӘК ЖҮКЛӘР

10. Немә үчүн әмәлгә ашмайдиған арзу-үмүт худди еғир жүккә охшаш? (Галатилиқларға 6:4)

10 Әмәлгә ашмайдиған арзу-үмүт. Өзүмизни башқилар билән селиштурғанда, әмәлийәткә уйғун кәлмәйдиған арзу-үмүт билән өз үстимизгә еғир жүкни артивалимиз (Галатилиқларға 6:4ни оқуң). Әгәр дайим өзүмизни башқилар билән селиштурсақ, һәсәтхорлуқ пәйда болуп, башқилар билән риқабәтлишип кетишимиз мүмкин (Гал. 5:26). Өз қабилийитимиз вә шараитимиз яр бәрмигән һалдиму башқилар қилған ишларни бизму қилмақчи болсақ, өзүмизгә зиян кәлтүрүшимиз мүмкин. «Узақ күтүш жүрәкни ағритиду» демәк, әмәлгә ашмайдиған арзу-үмүт билән яшисақ, бу бизни нәқәдәр үмүтсизләндүриду (Пәнд н. 13:12). Бу күч-қувитимизни қурутуп, һаят мусабиқисидә қәдәмлиримизни астилитиду (Пәнд н. 24:10).

11. Әмәлгә ашмайдиған арзу-үмүтләрдин сақлинишқа немә ярдәм берәләйду?

11 Бу жүкни қандақ ташлалайсиз? Өзүңиздин Йәһва Худа тәләп қилғандин көпирәк нәрсини тәләп қилмаң. У һәргизму сиздин қолуңиздин кәлмәйдиған нәрсини күтмәйду (Кор. 2-х. 8:12). Шуниңға ишиниңки, У сиз қилған ишларни башқилар қилған ишлар билән селиштурмайду (Мәт. 25:20—23). У сизниң пүтүн вуҗудиңиз қилған хизмитиңизни, сизниң садақәтмәнлигиңизни вә сизниң чидам-ғәйритиңизни қәдирләйду. Йешиңиз, саламәтлигиңиз вә һазирқи әһвалиңиз түпәйли, бәзи ишни қилалмисиңиз, реаллиқни кәмтәрлик билән қобул қилиң. Худди Барзилайға охшаш, йешиңиз яки саламәтлигиңиз берилгән вәзипини орунлашқа йол қоймиса, разимәнлик билән шу имтияздин ваз кечиң (Сам. 2-яз. 19:35, 36). Мусаға охшаш, ярдәмни қобул қилиң вә мувапиқ пәйттә вәзипини башқиларға бөлүп бериң (Чиқ. 18:21, 22). Шундақ кичик пейиллиқ көрсәтсиңиз, бу сизни әмәлгә ашмайдиған арзу-үмүткә бағлинип қелиштин сақлайду вә һаятлиқ мусабиқисидә һерип-чарчап кетиштин қоғдап қалиду.

12. Башқиларниң натоғра қарари үчүн биз җавапкарму? Чүшәндүрүп бериң.

12 Башқилар чиқарған хата қарар үчүн өзини әйипкар һис қилиш. Биз башқилар үчүн қарар чиқиралмаймиз. Шуниңдәк, дайим уларни чиқарған хата қарарлириниң яман ақиветидин сақлап қалалмаймиз. Мәсилән, балилар Йәһваға хизмәт қилмаслиқни қарар қилиши мүмкин. Бу қарар ата-аниларни еғир қайғу-һәсрәткә салиду. Бирақ балисиниң чиқарған қарари үчүн өзини әйиплигән ата-анилар өз үстигә еғир жүкни артивалиду. Йәһва Худа уларниң бу еғир жүкни көтиришини халимайду (Рим. 14:12).

13. Балиси чиқарған хата қарарға ата-ана қандақ көзқарашта болуши керәк?

13 Бу еғир жүкни қандақ ташлалайсиз? Йәһваниң һәммимизгә таллаш әркинлигини бәргәнлигини етирап қилиң. У һәрбир адәмниң өз таллишиға йол қойиду. Һәтта Униңға хизмәт қилиш-қилмаслиқни қарар қилиш әркинлигини бәргән. Йәһва ата-аниларниң намукәммәл екәнлигини билиду. У қолуңиздин келишичә тиришчанлиқ көрситишиңизни халайду. Балиңизниң қарари униң җавапкарлиғи, һәргизму сизниң җавапкарлиғиңиз әмәс (Пәнд н. 20:11). Шундақтиму ата-ана сүпитидә ғәм-әндишә қилишиңиз мүмкин. Шундақ болса, өз һис-туйғуңизни Йәһваға ейтиң вә Униңдин кәчүрүм сораң. У сизниң өтмүшкә қайталмайдиғанлиғиңизни вә йүз бәргән ишларни өзгәртәлмәйдиғанлиғиңизни билиду. Униңдин башқа, У балиңизниң хаталиғи үчүн сизниң җавапкар болушини халимайду. Есиңиздә болсунки, балиңиз Йәһваға қайтип келиш үчүн тиришчанлиқ көрсәтсә, Яратқучимиз җәзмән уни хошаллиқ билән қобул қилиду (Луқа 15:18—20).

14. Немә үчүн һәрдайим өзини гунакар һис қилиш чоқум ташлаш зөрүр болған жүк?

14 Һәрдайим өзини гунакар һис қилиш. Гуна өткүзүп қойғанда, өзини гунакар һис қилиш тәбиий иш. Бирақ Йәһва һәрдайим өзүмизни гунакар һис қилишимизни халимайду. Бу еғир жүкни чоқум ташлишимиз керәк. Өзүмизни һәрдайим гунакар һис қиливатқанлиғимизни қандақ биләләймиз? Әгәр гуналиримизни етирап қилип, товва қилсақ вә уларни қайтилимаслиқ үчүн һәрикәт қилсақ, Йәһваниң бизни кәчүргәнлигигә ишәнсәк болиду (Әлч. 3:19). Бу қәдәмләрни қилғандин кейин Йәһва Худа өзүмизни давамлиқ гунакар һис қилишимизни халимайду, чүнки У буниң биз үчүн зиянлиқ екәнлигини билиду (Зәб. 31:10). Әгәр һәддидин зиядә қайғу-һәсрәт чәксәк, һаятлиқ мусабиқисини давамлаштуруштин ваз кечишимиз мүмкин (Кор. 2-х. 2:7).

Чин көңлиңиздин товва қилғандин кейин, Йәһва Худа давамлиқ гуналириңиз тоғрилиқ ойлимайду. Шундақ екән, сизму ойлимаслиғиңиз керәк (15-абзациға қараң)

15. Һәрдайим өзүңизни гунакар һис қилсиңиз, немә қилсиңиз болиду? (Йоһанниң 1-хети 3:19, 20) (Рәсимгиму қараң.)

15 Бу жүкни қандақ ташлалайсиз? Дайим өзүңизни гунакар һис қилсиңиз, Йәһваниң һәққаний кишиләрни чин дилдин кәчүрүм қилидиған Худа екәнлигини әстин чиқармаң (Зәб. 130:4). У чин қәлбидин товва қилғанларни кәчүргәндә, уларниң гуналирини есигә алмайдиғанлиғини вәдә қилған (Йәр. 31:34). Демәк, Йәһва кәчүргәндин кейин, илгири өткүзгән гуналиримизни қайта әскә алмайду. Шуниң үчүн гуналириңиз сәвәплик һазир қийинчилиқларға дуч келиватқан болсиңиз, «Худа һәргиз мени кәчүрмиди» дәп хата хуласә қилмаң. Өтмүштики хаталиқлар сәвәплик җамаәттики бәзи мәсъулийәтләрни орунлаштин мәһрум қалсиңиз, көңлүңизни йерим қилмаң. Йәһва Худа өткүзгән гуналириңиз тоғрилиқ дайим ойлимайду. Шундақ екән, сизму ойлимаслиғиңиз керәк (Йоһанниң 1-хети 3:19, 20ни оқуң).

ҒӘЛИБӘ ҚИЛИШ ҮЧҮН ЖҮГҮРҮҢ

16. Мусабиқидә жүгүргүчиләр сүпитидә немини көрүп йетишимиз керәк?

16 Һаятлиқ мусабиқисидә чоқум ғәлибә қилиш үчүн жүгүрүшимиз керәк (Кор. 1-х. 9:24). Көтирип жүрүш керәк вә ташлашқа зөрүр жүкләр арисидики пәриқни чүшәнсәк, ғәлибә қазиналаймиз. Бу мақалидә чоқум көтирип жүрүш яки ташлаш зөрүр болған жүкләрниң бирнәччисини көрүп чиқтуқ. Бирақ тилға елишқа болидиған башқа жүкләрму бар. Әйса Мәсиһ мундақ дегән: «Өзүңларни зиядә көп йәп-ичиш вә турмушниң ғәм-әндишилири билән бихудлаштурмаңлар» (Луқа 21:34). Бу вә башқа айәтләр һаятлиқ мусабиқисидә жүгүрүватқанда қилишиңиз керәк өзгиришләрни көрүп йетишиңизгә ярдәм бериду.

17. Немә үчүн һаятлиқ мусабиқисидә ғәлибә қазиналайдиғанлиғимизға ишинәләймиз?

17 Биз һаятлиқ мусабиқисидә ғәлибә қилалайдиғанлиғимизға ишинәләймиз, чүнки Йәһва бизгә керәклик күч-қувәтни бериду (Йәшая 40:29—31). Шуңа, қәдәмлириңизни астилатмаң. Келәчәктә еришидиған мукапат үчүн пүтүн күчи билән жүгригән әлчи Паулни үлгә қилиң (Флп. 3:13, 14). Һечким бу мусабиқини сиз үчүн жүгрәп берәлмәйду, амма Худаниң ярдими билән сиз ғәлибә қазиналайсиз. Йәһва Худа сизниң зөрүр болған жүкләрни көтирип жүрүшиңизгә вә зөрүр болмиған жүкләрни ташлишиңизға ярдәм берәләйду (Зәб. 68:19). У дайим йениңизда болғачқа, чидам-ғәйрәт билән мусабиқини ахирғичә тамамлалайсиз вә ғәлибигә еришәләйсиз!

45-НАХША Алға бас!

a Бу мақалә һаятлиқ сәпиримиздә мусабиқини ахирғичә жүгрәшкә ярдәм бериду. Жүгүргүчи сүпитидә чоқум бәзи жүкләрни көтиришимиз керәк. Булар: өзүмизни Йәһваға беғишлиғанда қилған қәсәм, аилидики мәҗбурийәтләр, қарарлиримиз үчүн җавапкарлиқ. Амма бизни еғирлаштуридиған яки астилитидиған жүкләрни ташлишимиз керәк. У немиләрни өз ичигә алиду?

b Бу бир қатар мақалиләрни jw.org торбетидики «Аилиләр үчүн ярдәм» дегән сәһипидин тапалайсиз. Мәсилән, әр-аяллар үчүн: «Меһир-муһәббәтни қандақларчә көрситишкә болиду?» вә ата-анилар үчүн: «Балиңизға мәктәптә яхши оқуши үчүн қандақ ярдәм берәләйсиз?», «Мувәппәқийәткә йетишәлмигән балиға қандақ ярдәм беришкә болиду?» дегән мақалиләр бар.