Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Өмүрлүк җүптиңиз порнографияни көргәндә

Өмүрлүк җүптиңиз порнографияни көргәндә
  • «Ерим қайта-қайта зина қиливатқандәк һис қилдим».

  • «Өзүмни хорланғандәк, җәлип қиларлиқ әмәс вә ярамсиз һис қилдим».

  • «Һечким билән бу тоғрисида параңлишалмидим. Дәрдимни ичимдә тутуп жүрдүм».

  • «Йәһва Худа маңа көңүл бөлмәйватқандәк һис қилдим».

Бу сөзләр әгәр ери порнографияни көрсә аялиниң қанчилик азаплинидиғанлиғини көрситип бериду. Әр буни мәхпий қилса, бәлким нәччә ай, һәтта нәччә жил давам қиливатқан болуши мүмкин. Мундақ әһвалда аялиниң еригә йәнә ишиниши тәс болиду. Бир аял мундақ дәйду: «Еримни натонуш кишидәк һис қилишқа башлидим. У ким, у йәнә мәндин қандақ башқа нәрсиләрни йошуруп жүргәнду?»

Бу мақалә ери порнографияни a көрүшкә адәтләнгән бир аялға ярдәм бериш мәхситидә йезилған. Муһакимә қилинидиған нурғун принциплар көңли азар йегән аялға тәсәлли берип, Йәһваниң уни сөйидиғанлиғи вә униңға көңли хатирҗәмлигини берип Яратқучисиға йеқин яшашқа ярдәм беридиғанлиғиға ишиниду b.

КӨҢЛИ АҒРИҒАН ҖҮПТИ НЕМӘ ҚИЛСА БОЛИДУ?

Гәрчә ериңизниң қиливатқан барчә ишлирини контрол қилалмисиңизму, амма өз азап-оқубәтлириңизни йениклитиш вә көңүл хатирҗәмлигигә еришиш үчүн бәзи қәдәмләрни ташлалайсиз. Төвәндә шуларни көрүп бақайли.

Өз-өзүңизни әйипләштин сақлиниң. Аял ериниң порнографияни көргинини өзиниң хаталиғи дәп қариши мүмкин. Даниэль c мундақ дәйду: «Мән өзүмни ғәзәплиниш билән өз некамни вәйран қилидиған бәхитсиз аялдәк һис қилдим». Элис өзини мәлум бир тәрәптин камчилиғи бардәк һис қилған. У шундақ ойлиған: «Немә үчүн ерим маңа әмәс, башқа аялларға қарашни яхши көриду?»

Әгәр сизму шундақ һис қилсиңиз, ериңизниң иш һәрикәтлири үчүн Йәһва сизни җавапкар дәп қаримайдиғанлиғини әстин чиқармаң. Яқуп 1:14-айәт мундақ дәйду: «Бирақ һәрким өз һәвәси билән аздурулуп һәм униңға берилип, синилиду» (Рим. 14:12; Флп. 2:12). Йәһва сизни әйипләшниң орниға, Униңға болған садақәтмәнлигиңизни қәдирләйду (Тар. 2-яз. 16:9).

Аяллар йәнә шуниму чүшиниши керәкки, ериниң порнографияни көрүши һәргизму аялниң мәлум камчилиғи барлиғини билдүрмәйду. Бу җәһәттин тәтқиқат елип баридиған мутәхәссисләр порнография һәқиқәтән болмиған җинсий ой-хиялларни пәйдә қилидиғанлиғи вә бундақ тәбиий әмәс шәһваний һәвәсләрни һечқандақ аял қандуралмайдиғанлиғини көрсәткән.

Һәддидин зиядә әнсирәштин сақлиниң. Кэтринниң дейишичә, ериниң порнографияни көрүши униң пүткүл һаятини вәйран қилған. Фрэнсис бундақ дәйду: «Еримниң қәйәрдилигини билмисәм, һәр вақит әнсирәймән. Күн бойи ғәм-тәшвиштә җиддийлишип жүримән». Бәзи аяллар өз ериниң шундақ яман адитини билгән башқа қериндашларниң йенида болғанда, өзини хиҗаләттә қалғандәк һис қилидиғанлиғини ейтқан. Йәнә бәзилири өзиниң әһвалини һечким чүшәнмәйду дәп ойлиғачқа, өзини интайин ялғуз вә бечарә һис қилиду.

Бундақ һис туйғуда болуш тәбиий әһвал. Бу сәлбий ишлар тоғрилиқ һәр вақит ойлаш сизни техиму беарам қилиду. Униң орниға диққитиңизни Йәһва Худа билән болған мунасивитиңизгә қаритиң. Шундақ қилсиңиз, көңлүңиз хатирҗәм болиду (Зәб. 62:2; Әфәс. 6:10).

Муқәддәс китаптики бәзи қайғу-һәсрәт чәккән аялларниң Йәһваға дуа қилғандин кейин көңлиниң тәсәлли тапқанлиғи хатириләнгән. Бу үзүндиләрни оқуш вә улар тоғрисида чоңқур ойлиниш сизгә көп ярдәм берәләйду. Гәрчә Худа һәр қетим уларниң қийинчилиқлирини һәл қилишиға ярдәм бәрмигән болсиму, амма һәр қетим уларниң көңүл хатирҗәмлигигә еришишигә ярдәм бәргән. Мәсилән, Анна өз қийинчилиғи түпәйли көңли йерим болған чағда Йәһваниң алдида узундин-узун дуа қилған вә көңли хатирҗәмликкә еришкән. У келәчәктә немә иш болидиғанлиғини билмигән, шундақтиму көңли хатирҗәм болған (Сам. 1-яз. 1:10, 12, 18; Кор. 2-х. 1:3, 4).

Әр-аял иккилиси ақсақаллардин ярдәм сориши зөрүр

Җамаәт ақсақаллиридин ярдәм сорисиңиз болиду. Улар шамалдин паналайдиған җай, борандин паналайдиған панагаһқа охшаш (Йәшая 32:2). Бәлким улар сизгә мәслиһәт берип, көңлүңизни чүшинидиған вә сизгә тәсәлли берәләйдиған башқа аял қериндаш билән муңдишип көрүшни ейтиду (Пәнд н. 17:17).

ЕРИҢИЗГӘ ЯРДӘМ БЕРӘЛӘМСИЗ?

Ериңизниң порнографияни көрүш адитини ташлишиға ярдәм берәләмсиз? Бәлким ярдәм берәләйсиз. Қийин мәсилини һәл қилғанда яки күчлүк дүшмән билән күрәш қилғанда, Муқәддәс китап ялғуз болушқа қариғанда иккилиси болғанлиғи яхширақ дәйду (Вәз 4:9—12). Тәтқиқатларда көрситилишичә, порнографияни көрүш хумаридин қутулуш үчүн әр-аял бирликтә тиришчанлиқ көрсәтсә, дайим нәтиҗиси яхши болған вә улар некасида бир-биригә болған ишәнчини қайта турғузған.

Әлвәттә, шундақ яман адәтни ташлашта ғәлибә қазиниш-қазиналмаслиқ көпинчә жүптиңизниң ирадиси вә тиришчанлиғиға бағлиқ. У Йәһвадин күч-мәдәт сорап, ақсақаллардин ярдәм соридиму? (Кор. 2-х. 4:7; Яқуп 5:14, 15) У езиқтурулуштин сақлиниш үчүн еһтият қиламду? Мәсилән, телефон яки компьютерни ишләткәндә, өзигә чәк қоюп, езиқтурулуши мүмкин вәзийәтләрдин сақлинишқа тиришамду? (Пәнд н. 27:12) У ярдимиңизни қобул қилишни вә сизгә пүтүнләй сәмимий болушни халамду? Әгәр шундақ болса, ериңизгә ярдәм берәлишиңиз мүмкин.

Қандақ ярдәм берәләйсиз? Мәсилән, Фелисияниң ери Итан балилиқ чеғидин башлапла порнографияни көрүшкә хумар болуп қалған. Итан йәнила порнографияни көрүшкә майил болғанлиғини һис қилиду. Фелисия униңға өз һис-туйғулирини ейтиш үчүн асанлиқ яритип бериду. Итан мундақ дәйду: «Аялим билән өз қийинчилиғим һәққидә очуқ-ашкарә параңлишимән. У дайим мениң чегара сизип, уни контрол қилип турушимға ярдәм бериду. Йәнә интернетни қолланғанда чәклимә бәлгүләш үчүн ярдәм бериду». Әлвәттә Итанниң порнографияни көрүшкә қизиқиши Фелисияни азаплайду. Бирақ у мундақ дәйду: « Аччиқлиниш вә азаплиниш һис-туйғулирим униңға бу яман адәттин қутулушиға ярдәм берәлмәйду. Биз униң вәзийитини анализ қилғандин кейин, Итан азаплиримни йениклитиш үчүн тиришчанлиқ көрситишкә тәйяр болди».

Шундақ сәмимий сөһбәтләрдә болуш пәқәтла әр кишиниң порнографияни көрүш адитидин қутулушиға ярдәм берипла қалмай һәм аял кишиниң еригә қайта ишинишигә ярдәм бериду. Хуласә қилсақ, өзиниң хаһишлири, күндилик иш-паалийәтлири вә қәйәрдә жүргәнлиги һәққидә очуқ-ашкарә болғанда, униңға ишиниш асанирақ болиду.

Сизму мошу усулда ериңизгә ярдәм берәләймән дәп ойламсиз? Әгәр шундақ болса, бу мақалини ериңиз билән бирликтә оқуп, чоңқур мулаһизә қилип көрүңлар. Униң мәхсити — порнографияни көрүштин қутулуш вә сизниң ишәнчиңизгә лайиқ екәнлигини көрситиш болуши керәк. У ғәм-әндишиңизгә нарази болушниң орниға, өзиниң қилғанлири һис-туйғулириңизға қандақ тәсир қилғанлиғини чүшинишкә тиришиши керәк. Мәхситиңиз — униң порнографиягә қарши туруш ирадисини күчәйтишигә ярдәм бериш вә ишәнчиңизгә қайта еришишигә пурсәт бериш. Немә үчүн адәмләр порнографияни көрүшкә қизиқидиғанлиғини вә шундақ хаһишни ташлаш үчүн немә қилишқа болидиғанлиғини чүшинишиңлар керәк d.

Әгәр сөһбәт өткүзгәндә, араңларда зиддийәт пәйда болуп қелиштин әнсирисиңиз, һәр иккиңлар ишинидиған ақсақални сөһбитиңларда биллә болушқа тәклип қилиңлар. Шуни әстин чиқармаңки, ериңиз порнографияни көрүшни ташлиған тәғдирдиму, униңға қайта ишинишиңиз үчүн вақит кетиши мүмкин. Амма һәргиз ваз кәчмәң. Мунасивитиңиз аста-аста яхшилинип кетиватқанлиғиға диққәт қилиң. Сәвирчан болуң вә вақитниң өтүшигә әгишип, некаңиз қайтидин мустәһкәм болидиғанлиғиға ишәнч қилиң (Вәз 7:8; Кор. 1-х. 13:4).

ӘГӘР ЕРИҢИЗ АДИТИНИ ҚАЙТИЛИСА

Әгәр ериңиз мәлум бир вақиттин кейин яман адитини тәкрарлиса, бу үмүт йоқлиғини билдүрәмду? Кесип шундақ ейтишқа болмайду. Есиңиздә болсунки, ериңиз шу яман арзу-һәвәскә хумар болған болса, өмүр бойи униңға қарши күрәш қилишқа тоғра келиду. У яман адитини ташлап узун жиллар өткәндин кейинму қайта тәкрарлиниши мүмкин. Келәчәктә шундақ тәкрарлиништин сақлиниш үчүн у өзини қоғдаш тоғрилиқ үнүмлүк қарши туруш планини түзүши керәк. Һәтта өзини ғәлибә қилғандәк һис қилғандин кейинму қәтъий һошияр туруши лазим (Пәнд н. 28:14; Мәт. 5:29; Кор. 1-х. 10:12). У чоқум әқил жүргүзүп давамлиқ көзқаришини йеңилиши лазим. Шуниң билән биргә, порнография вә шуниң билән бағлинишлиқ һәрқандақ иш-һәрикәтни, мәсилән, мастурбацияни өч көрүшни үгиниши керәк. У мошу тиришчанлиқни көрситишни халамду? (Әфәс. 4:23; Зәб. 97:10; Рим. 12:9). Әгәр халиса, бәлким ахири бу адитини пүтүнләй ташлалайду e.

Диққитиңизни Йәһва билән болған мунасивитиңизгә қаритиң

Әгәр җүптиңиз шу яман адитини ташлаш үчүн тиришишни халимисичу? Чүшинишкә болидуки, интайин үмүтсизлинишиңиз, аччиқлинип, өзүңизгә хиянәт қилғандәк һис қилишиңиз мүмкин. Шундақ чағларда ғәм-әндишиңизни Йәһва Худаға ташлаң (Пет. 1-х. 5:7). Тәтқиқ қилиш, дуа қилиш вә чоңқур ойлиниш арқилиқ Йәһваға давамлиқ йеқинлишиң. Шундақ қилғиниңизда Униңму сизгә йеқинлишиватқанлиғиға ишәнч қилалайсиз. Йәшая 57:15-айәттики сөзләрни өзүңиз һаятиңизда һис қилип йетисиз. У йезилгән вә роһи чүшкәнләр билән биллә туруп, уларниң роһини көтириду. Күчиңизниң йетишичә, әң яхши Мәсиһ әгәшкүчиси болушқа тиришиң. Ақсақаллардин ярдәм сораң. Ериңизниң һаман бир күни начар адитини ташлап, һәқиқий товва қилишидин үмүт үзмәң (Рим. 2:4; Пет. 2-х. 3:9).

a Чүшинишкә асан болуши үчүн бу мақалидә әр кишини порнографияни көридиған киши дәп тилға алимиз. Амма мақалидә муһакимә қилинидиған нурғунлиған принциплар аяли порнографияни көридиған әр үчүнму пайдилиқ.

b Порнографияни көрүш Муқәддәс китап бойичә аҗришишқа сәвәп болалмайду (Мәт. 19:9).

c Бәзи исимлар өзгәртилгән.

d jw.org торбетимиздики әдәбиятлар ярдәм берәләйду. Мәсилән, jw.org торбетидә «Порнография некаға зиян» (рус), «Күзитиш мунари» 2014-жил, 1-апрель ейиниң «Езиқтурушқа қарши туралайсиз!» (рус) намлиқ мақалиниң 10—12 бәтлиригә вә 2013-жил, 1-август ейиниң «Порнография зиянлиқ яки зиянсиз?» (рус) намлиқ мақалиниң 3—7 бәтлиригә қараң.

e Порнографияни көрүш хумари интайин күчлүк болғачқа, бәзи әр-аяллар ақсақалларниң ярдимидин башқа йәнә дохтурдин ярдәм соришини қарар қилиду.