Оқурмәнләрниң соаллири
Муқәддәс китап қәсәм тоғрисида немә дәйду?
▪ Қәсәм ичиш адәттә Худани гувачи сүпитидә чақирип, ағзидин чиққан сөзләрни орунлашқа тәнтәнилик һалда вәдә беришни билдүриду. Еғизчә яки язма шәкилдә қәсәм қилиниши мүмкин.
Бәзиләр қәсәм қилиш натоғра дәп ойлайду, сәвәви Әйса пәйғәмбәр: «Қәсәм ичмә... Һә” дегән сөзүңлар “һә” болсун вә “яқ” — “яқ” болсун, буниңдин ташқири нәрсә — у Шәйтандин»,— дегән (Мәт. 5:33—37). Әлвәттә, һәзрити Әйса Мусаниң тәврат қанунида исраиллардин бәзи вәзийәтләрдә қәсәм ичишни тәләп қилғанлиғини вә Худаниң садиқ хизмәтчилири вәдә бәргәнлигини билгән (Ярит. 14:22, 23; Чиқ. 22:10, 11). Шундақла у Йәһваниң Өзи қәсәм ичкәнлигини билгән (Ибр. 6:13—17). Шуңа Әйса Мәсиһ биз һечқачан қәсәм қилмаслиғимиз керәк демәкчи болмиған. Әксинчә, у қуруқ қәсәм ичиштин агаһландурған. Сөзимиздә турушни муқәддәс борч дәп билишимиз керәк.
Кимду бирси сиздин қәсәм ичишни тәләп қилсичу? Авал қилмақчи болған қәсимиңизни орунлалайдиғанлиғиңизға ишәнчиңиз камил болсун. Әгәр буниңға ишәнчиңиз болмиса, әң яхшиси қәсәм қилмаң. Худа Сөзидә мундақ агаһ-нәсиһәт берилгән: «Қәсәм ичип ада қилмиғандин көрә, қәсәм ичмәслигиң түзүктур» (Вәз 5:5). Кейин қәсәм ичиш һәққидики Муқәддәс китаптики принципларни көрүп чиқип, тәрбийиләп тавлиған виҗданиңизниң йетәкчиликидә йол тутуң. Қандақ бәзи принциплар бар?
Бәзи қәсәмләр Худаниң ирадисигә мас келиду. Мәсилән, Йәһва гувачилири той қилғанда қәсәм қилиду. Қиз билән жигит турмуш қурғанда, «һаятла болсақ» бир-биримизни сөйүмиз, өз ара ғәмхорлуқ қилип, бир-биримизгә һөрмәт көрситимиз дәп вәдә берип, Худа вә көпчиликниң алдида нека қәсимини ичиду (башқа той қилған җүпләр шундақ сөзләрни ейтмаслиғи мүмкин, шундақтиму Худаниң алдида йәнила қәсәм ичкән болиду). Кейин, улар әр-аял дәп елан қилиниду вә уларниң некада бағланған риштиси өмүрлүк дәп қарилиду (Ярит. 2:24; Кор. 1-х. 7:39). Бундақ қәсәм тоғра, орунлуқ вә Худаниң ирадисигә мас келиду.
Бәзи қәсәмләр Худаниң ирадисигә мас кәлмәйду. Худаниң һәқиқий хизмәтчиси қолиға қурал елиш, вәтәнни қоғдаш яки иман-етиқаттин ваз кечиштәк ишлар үчүн қәсәм ичмәйду. Бундақ ишлар Худаниң әмирлиригә зиттур. Худа хизмәтчиси бу дунияға мәнсүп болмаслиғи керәк. Шуңа биз түрлүк җедәл-маҗира вә урушларға қатнашмаймиз (Йоһ. 15:19; Йәшая 2:4; Яқуп 1:27).
Бәзи қәсәмләрни қилиш — виждан мәсилисидур. Айрим вәзийәтләрдә қәсәм Луқа 20:25).
ичиштин илгири, Әйса Мәсиһниң: «Қәйсәрниңкини қәйсәргә бериңлар, Худаниңкини болса, Худаға бериңлар»,— дегән мәслиһити үстидә чоңқур ойлинишимиз керәк (Худаниң хизмәтчиси пухралиқ яки паспорт елиш үчүн илтимас толдуриду вә у йеңи дөләткә садиқ болуш һәққидә қәсәм ичиши керәклигини биливалди дәйли. Әгәр бундақ қәсәм Худаниң қануниға зит болса, униң Муқәддәс китап бойичә тәрбийиләнгән виждани бундақ қәсәмни қилишқа йол қоймайду. Бирақ һөкүмәт униңға қәсәмниң мәзмунини вижданиға мас өзгәртишкә рухсәт бериши мүмкин.
Мәзмуни өзгәртилгән қәсәмни ичиш Римлиқларға 13:1-айәттики (ЙД) сөзләргә мас келиши мүмкин. У йәрдә: «Һәр бир инсан һакимийәткә бойсунсун»,— дәп йезилған. Шундақ екән, Худаниң хизмәтчиси Худа тәләп қилидиған ишни орунлаш үчүн қәсәм ичишниң һеч ямини йоқ дегән хуласигә келиши мүмкин.
Кимду бирси сиздин қәсәм қилғанда, бирәр нәрсини ишлитишни яки има-ишарәт қилишни сориса, Муқәддәс китапқа асасида тәрбийиләнгән вижданиңизға қулақ селишиңиз керәк. Қедимдә римлиқлар вә сакарлар өзлириниң ишәнчлик екәнлигини тәстиқләш үчүн өз қиличлири билән қәсәм қилған. Греклар болса, өз қоллирини асманға көтүрүп, қәсәм ичкән еди. Шундақ қилип, улар гәп-сөз вә иш-һәрикәтләрни назарәт қилидиған илаһниң барлиғини вә инсанлар униң алдида җавапкар екәнлигини етирап қилған.
Әлвәттә, Йәһва Худаниң хизмәтчиси һәрқандақ сахта чоқунуш билән бағлинишлиқ милләтниң символи яки башқа нәрсиләрни байрақ яки сахта ибадәт билән бағланған һәрқандақ нәрсиләрни тилға елип, қәсәм қилмайду. Бирақ сотта қолуңизни Муқәддәс китапқа қоюп, пәқәт растини ейтишиңизни сорисичу? Бу вәзийәттә, сиз, Муқәддәс китапта садақәтмән хизмәтчиләрниң има-ишарәтләр билән қәсәм ичкәнлиги һәққидә ейтилғачқа, има-ишарәтләр билән қәсәм ичишни қарар қилишиңиз мумкин (Ярит. 24:2, 3, 9; 47:29—31). Амма шуни әстин чиқармаслиғиңиз керәкки, бундақ қәсәм қилсиңиз, Худаниң алдида пәқәт растини дәймән дәп қәсәм ичкән болисиз. Шуңа сиздин сорайдиған һәрқандақ соалға раст җавап беришкә тәйяр болушиңиз керәк.
Йәһва Худа билән болған мунасивитимизни қәдирлигәчкә, һәрқандақ қәсәм ичиштин бурун дуа қилип, чоңқур ойлинишимиз зөрүр. Шундақла, чиқарған қарарлиримиз вижданимизға яки Муқәддәс китап принциплириға мас келидиғанлиғиға көз йәткүзүшимиз лазим. Қәсәм ичишни қарар қилсиңиз, уни чоқум орунлаң (Пет. 1-х. 2:12).