Оқурмәнләрниң соаллири
Әгәр Худа хизмәтчисиниң аҗришишқа Муқәддәс китапқа асасланған сәвәви болмисиму, аҗришип, башқа бири билән той қилған болса, җамаәт ундақ хизмәтчиниң бурунқи некаси билән йеңи некасиға қандақ көзқарашта болиду?
▪ Бундақ вәзийәттә, йәни шу киши той қилғанда җамаәт әнди униң илгири некаси күчкә егә әмәс, бәлки йеңи некаси күчкә егә дәп қарайду. Әйса Мәсиһ аҗришиш вә қайта турмуш қуруш һәққидә ейтқан сөзләргә диққәт қилайли.
Мәтта 19:9-айәттә йезилғандәк, һәзрити Әйса аҗришишниң пәқәт бирла сәвәви барлиғини тилға елип, «кимду-ким аяли билән униң җинсий әхлақсизлиғидин башқа бир сәвәп бойичә аҗришип, башқа бирсигә өйләнсә, у нека вапалиғини бузуватқан болиду» дегән (Мәт. 19:9). Әйса Мәсиһниң бу сөзлиридин икки нәрсини биливалимиз: 1) Аҗришишниң Муқәддәс китапқа асасланған пәқәт бирла сәвәви — җинсий әхлақсизлиқтур. 2) Әгәр әрниң аҗришишқа Муқәддәс китапқа асасланған сәвәви болмиса, аялидин аҗришип, башқа аялға өйләнсә, зина қилған болиду a.
Әйса Мәсиһ бир әр җинсий әхлақсизлиқ қилип, аялидин аҗришип кәткән болса, униң башқа биригә өйлинишкә Муқәддәс китапқа асасланған һоқуқи бар демәкчи болғанму? Бу вәзийәткә бағлиқ. Әгәр өйләнгән әр киши җинсий әхлақсизлиқ қилған болса, бегуна аяли униң билән аҗришиш-аҗрашмаслиқни өзи қарар қилиду. Аял ерини кәчүрмисә вә униңдин қанун бойичә аҗришип кәтсә, һәр иккилисидә қайта нека қуруш һоқуқи бар.
Башқа тәрәптин, аял өз некасини сақлап қелишни бәк халиғачқа, ерини кәчүрүшкә тәйярлиғини ипадилиши мүмкин. Лекин зина қилған әр өз аялиниң кәчүрүмини қобул қилмай, қанунлуқ аҗришимән дәп тәрсалиқ қилип турувалсичу? Аяли кәчүрүшкә вә некасини сақлап қелишқа тәйяр болғачқа, әрниң қайта турмуш қурушқа Муқәддәс китапқа асасланған сәвәви йоқ. Бирақ мошуниңға қаримастин, у йәнила башқисиға өйләнсә, зина қилған болиду. Шундақ қилип, ақсақаллар униң қилмишини көрүп чиқиши үчүн сот комитетини қуриду (Кор. 1-х. 5:1, 2; 6:9, 10).
Әрниң қайта өйлинишкә Муқәддәс китапқа асасланған сәвәви болмиса, җамаәт ундақ кишиниң бурунқи некаси билән йеңи некасиға қандақ көзқарашта болиду? Бурунқи некаси Муқәддәс китап принциплири бойичә күчкә егә боламду? Аял әхлақсизлиқ қилған ерини кәчүрүш яки кәчүрмәсликни қарар чиқираламду? Җамаәт йеңи некасини зина дәп қарамду?
Биз илгирики шундақ чүшәнгәнки, бегуна тәрәп һаятла болса, қайта той қилмай яшиса вә зина қилмиған болса, җамаәт вапасизлиқ қилған, йәни зина қилған тәрипиниң қайта некалинишини зина дәп қариған. Лекин һәзрити Әйса аҗришиш вә қайта некалиниш һәққидә сөзлигәндә, бегуна тәрәпни тилға алмиған. Әксинчә, у пәқәт бир әрниң аҗришишқа Муқәддәс китапқа
асасланған сәвәви болмисиму, аҗришип, башқиси билән той қилса, зина қилған болиду дәп чүшәндүргән еди. Бундақ вәзийәттә аҗришиш вә қайта нека қуруш бурунқи некасини күчидин қалдуриду.«Кимду-ким аяли билән униң җинсий әхлақсизлиғидин башқа бир сәвәп бойичә аҗришип, башқа бирсигә өйләнсә, у нека вапалиғини бузуватқан болиду» (Мәт. 19:9).
Әгәр әр өз аялидин аҗришип, башқа аял билән нека қурған болса, бегуна тәрәп уни кәчүрүш-кәчүрмәсликни яки өз некасини сақлашни әнди қарар қилалмайду. Шундақ қилип, у шундақ қийин мәсилини һәл қилиш үчүн давамлиқ еғир бесимға бәрдашлиқ беришкә мәҗбур болмайду. Буниңдин ташқири, җамаәтниң йеңи некаға болған көзқариши бегуна тәрәпниң өлүши, қайта турмуш қуруши яки җинсий әхлақсизлиқ қилишиға бағлиқ болмайду b.
Жуқурида тилға елинған мисалда әр зина қилғачқа, нәтиҗидә улар аҗришип кәткән. Бирақ әр зина қилмай туруп, аялидин аҗришип, кейин башқисиға өйләнгән болсичу? Яки болмиса, әр аҗришишниң алдин җинсий әхлақсизлиқ қилмиған болса, бирақ аҗришип кәткәндин кейин зина қилған болса, аялиниң уни кәчүрүшкә тәйяр болғанлиғиға қаримай, башқа аялға өйләнсичу? Бу мисалларниң һәммиси аҗришиш вә қайта нека қуруш зина дәп қарилиду. Бундақ қилмиш бурунқи некани күчидин қалдуриду. Сәвәви қурулған йеңи нека қанун бойичә күчкә егә дәп қарилиду. «Күзитиш мунари» 1979-жил, 15-ноябрь (ингл.) сани 32-бәттә мундақ дәп йезилған: «Әнди әр йеңи некада бағланди. Шуңа бу некани бузуп, бурунқи аяли илгирики мунасивитини әслигә кәлтүрәлмәйду, йәни қайта некасиға алалмайду. Аҗришиш, зина қилиш вә қайта турмуш қуруш бурунқи некасини күчидин қалдуриду».
Бу йеңи чүшәнчимиз неканиң муқәддәслигигә вә зина қилишниң еғир гуна екәнлигигә болған көзқаришимизни өзгәртмәйду. Әрниң аҗришишқа Муқәддәс китапқа асасланған сәвәви болмиған әһвалда, аялидин аҗришип, башқа бир аялға өйләнсә, у зина қилған болиду. Шуңа униң қилмишини ақсақалларниң сот комитети көрүп чиқиду (Әгәр униң йеңи аялиму Йәһва гувачиси болса, уму зина қилди дәп әйиплинип, қилмишини сот комитети көрүп чиқиду). Гәрчә йеңи нека зинахорлуқ қилғандәк дәп қаралмисиму, әшу әрниң қилмиши сәвәплик пәйдә болған башқиларниң көңүл ағриғи йоқалғичә яки у уларниң һөрмитигә еришкичә, у нурғун жил җамаәттики шәрәплик вәзипиләрни орунлашқа лайиқ кәлмәйду. Ақсақаллар униңға шәрәплик вәзипиләрни тапшуруштин авал бурунқи аялиниң (у аялиға хиянәт қилған болуши мүмкин) вә балилириниң (у сәбий балилирини ташлап кәткән болуши мүмкин) һазирқи әһвалини нәзәргә елип, ойлинип көриду (Мал. 2:14—16).
Муқәддәс китапқа асасланмиған аҗришиш вә қайта некалинишниң еғир ақивәтлирини көздә тутуп, Йәһва гувачилири даналиқ билән Яратқучи Йәһваниң нека орунлаштурушиниң муқәддәслигигә болған көзқаришини үлгә қилишқа тиришиду (Вәз 5:4, 5; Ибр. 13:4).
a Бу мәсилини асанирақ чүшиниш үчүн бу мақалидә зина қилған әр, бегуна тәрәпни аял дәп пәрәз қилайли. Бирақ Марк 10:11, 12-айәттә йезилғандәк, Әйса Мәсиһ һәм әрләр, һәм аяллар үчүн агаһ-нәсиһәт бәргән.
b Бу йеңи чүшәнчә. Илгири биз бегуна тәрәп өлүп кәтмигән, қайта той қилмиған яки җинсий әхлақсизлиқ қилмиған болса, җамаәт вапасизлиқ қилған кишиниң йеңидин некалинишини зинахорлуқ болиду дәп қарап кәлгән еди.