Ғәм-тәшвишни қандақ йеңәләйсиз?
ҒӘМ-ТӘШВИШ еғир жүк кәби инсанни мүкчәйтип қоюду (Пәнд н. 12:25). Турмуштики ғәм-әндишиләр түпәйли еғир жүкни үстиңизгә артип қойғандәк қийиниливатамсиз? Әнди давамлиқ бәрдашлиқ берәлмәйдиғандәк һис қиливатамсиз? Әгәр шундақ болса, сиз ялғуз әмәс. Һәр түрлүк сәвәпләр түпәйли көплигән кишиләр һерип-чарчап кетиду. Мәсилән, улар ағриқчан аилә әзалиридин хәвәр елиши керәк, йеқин туққан яки достидин айрилип қалиду яки тәбиий апәткә учриши мүмкин. Ундақта, ғәм-тәшвишни йеңишимизгә немә ярдәм берәләйду a?
Давут падишаниң баштин өткүзгән кәчүрмишлирини көрүп бақайли. Бу ғәм-әндишиләрни йеңишни үгинишимизгә ярдәм бериду. У көп қийинчилиқларни баштин өткүзгән, һәтта униң һаяти бир қанчә қетим өлүп хәвп астида болған (Сам. 1-яз. 17:34, 35; 18:10, 11). Ундақта, Давутниң ғәм-әндишиләрни йеңишкә немә ярдәм бәргән? Уни қандақ үлгә қилсақ болиду?
ДАВУТ ПАДИША ҒӘМ-ТӘШВИШЛӘРНИ ҚАНДАҚ ЙЕҢӘЛИГӘН?
Давут падиша бирла вақитта кәйни-кәйнидин кәлгән қийинчилиқларни баштин кәчүргән. Мәсилән, у қанхор Саул падишадин қечип жүргән чағдики бир вәзийәтни көрүп бақайли. Давут вә униң адәмлири җәңдин қайтип кәлгәндә, дүшмәнлири уларниң мал-мүлүклирини булап, өйлирини отта көйдүрүп, аилисидикиләрни әсиргә елип кәткәнлигини көргәндә, қаттиқ чөчүп, қайғу-һәсрәткә чөмгән. Давут қандақ инкас қайтурған? Муқәддәс китап: «Давут һәм униң билән болған хәлиқ жиға-зәрә қилишип, шундақ қаттиқ жиғлидики, һәтта уларда жиғлашқа күч қалмиди». Бу ғәм-қайғу аз кәлгәндәк, Давут ишәнгән адәмләр «уни чалма-кесәк қилғили тәйяр еди» (Сам. 1-яз. 30:1—6). Давут һазир бирла вақитта үч чоң қийинчилиққа дуч кәлгән: униң аилиси хәвп-хәтәр астида қалған, ишәнгән адәмләрниң уни өлтүрүшидин қорққан вә Саул падиша техиғичә уни кәйнидин қоғлап, издәп жүргән. Шуңа Давут қаттиқ ғәм-әндишиләргә патқан.
Давут кейин немә қилған? Давут болса өз Пәрвәрдигари Худадин мәдәт тапти. У буни қандақ қилған? Биз билимизки, Давут адәттә Йәһвадин ярдәм сорап, дуа қилатти вә Яратқучисиниң өтмүштә өзигә қандақ ярдәм бәргәнлигини әсләп, чоңқур ойлинатти (Сам. 1-яз. 17:37; Зәб. 18:2, 6). Униңдин башқа, у Йәһва Худаниң йол-йоруғиға муһтаҗ екәнлигини чүшәнгән. Шуңа Давут Тәңри Йәһвадин немә қилиши керәклигини сориған. Йол-йоруқ алғанда, у дәрһалла һәрикәт қилған. Нәтиҗидә, Пәрвәрдигар уни һәм униң адәмлирини бәрикәтләп, аилилири вә мал-мүлүклирини қайтуруп келишигә ярдәм бәргән (Сам. 1-яз. 30:7—9, 18, 19). Давутниң қандақ үч қәдәм басқанлиғиға диққәт қилдиңизму? У Тәңри Йәһвадин ярдәм сорап дуа қилған, Йәһваниң өтмүштә өзигә қилғанлирини әсләп чоңқур ойланған вә Йәһвадин кәлгән йол-йоруққа бойсунған. Биз Давуттин қандақ үлгә алалаймиз? Буниң үч йолини көрүп чиқайли.
ҒӘМ-ТӘШВИШКӘ ЧҮШКӘНДӘ, ДАВУТТИН ҮЛГӘ ЕЛИҢ
1. Дуа қилиң. Ғәм-тәшвишкә чүшкәндә, Тәңри Йәһвадин ярдәм вә даналиқ сорап дуа қилалаймиз. Сизни ғәм-тәшвишкә салидиған һәммә нәрсини Униңға ейтип бериң. Өзүңизни йенигирәк һис қилисиз. Яки болмиса, вәзийәткә қарап ичимиздә қисқичә дуа қилалаймиз. Пәрвәрдигардин дайим ярдәм сориғинимизда, Давутқа охшаш Униңға ишәнч бағлайдиғанлиғимизни көрситимиз. У мундақ дегән: «Мениң Тәңрим, мениң қорам тешим, мән Униңдин һимайә тапимән; У мениң қалқиним, мениң қутқузғучи мүңгүзүм, мениң егиз мунаримдур!» (Зәб. ). Дуа растинла ярдәм берәләмду? Калия исимлиқ пионер мундақ дәйду: «Дуа қилғандин кейин өзүмни яхши һис қилимән. Дуа маңа Йәһваниңкигә охшаш көзқарашта болушқа вә Униңға көпирәк ишәнч қилишқа ярдәм бәрди». Шәк-шүбһисизки, дуа Яратқучи Йәһваниң һәдийәси болуп, ғәм-тәшвишни йеңишкә ярдәм бериду. 18:2
2. Чоңқур ойлиниң. Өтмүшкә нәзәр селип, синақларға бәрдашлиқ беришиңизгә Йәһва Худаниң қандақ ярдәм бәргәнлигини есиңизгә алаламсиз? Пәрвәрдигар бизни вә өтмүштә яшиған хизмәтчилирини қандақ қоллап-қувәтлигәнлиги һәққидә чоңқур ойлансақ, көңлүмиз тинч-хатирҗәмликкә толиду вә Униңға болған ишәнчимиз ашиду (Зәб. 18:17—19). Джошуа исимлиқ ақсақал мундақ дегән: «Йәһва Худаниң қайси дуалиримға җавап бәргинини йезип қоюмән. Бу маңа Яратқучи Йәһвадин немини ениқ сориғинимни вә Униң мән муһтаҗ болған нәрсиләрни бәргән вақитларни әстә сақлишимға ярдәм бериду». Һәқиқәтән, Йәһваниң бизгә қилған яхшилиқлири һәққидә чоңқур ойлиниш ғәм-тәшвишләрни йеңишкә ярдәм бериду.
3. Һәрикәт қилиң. Мәлум бир вәзийәттә немә қилишни қарар қилиштин авал биз Худаниң Сөзи болған Муқәддәс Язмилардин ишәнчлик йол-йоруқни издишимиз керәк (Зәб. 19:7, 11). Нурғунлар шуни байқиғанки, улар Муқәддәс китаптики мәлум айәтләрниң мәнасини чүшиниш үчүн чоңқур тәтқиқ қилғинида, шу айәтләрдики принципларни қандақ әмәлий ишлитишни техиму ениғирақ көрүп йетәлигән. Джеррод исимлиқ ақсақал чүшәндүрүп, мундақ дегән: «Айәт һәққидә издиниш, униң барчә қирлирини көрүшкә һәмдә Йәһваниң ой-пикирлирини чүшинишкә ярдәм бериду. Бу мениң иман-етиқадимни күчәйтиду вә Худаниң йол-йоруғи бойичә иш қилишимға ярдәм бериду». Муқәддәс китаптин Йәһваниң йол-йоруғини издәп, Униңға бойсунсақ, ғәм-тәшвишләргә тәқабил туруп, көңүл хатирҗәмлигигә вә хошаллиққа еришишкә асанирақ болиду.
ЙӘҺВА ҒӘМ-ТӘШВИШНИ ЙЕҢИШИҢИЗГӘ ЯРДӘМ БЕРИДУ
Давут өзиниң ғәм-тәшвишләрни мувәппәқийәтлик йеңиши үчүн Йәһваниң ярдимигә муһтаҗ екәнлигини чүшәнгән еди. Пәрвәрдигарниң өзини қоллап-қувәтлигәнлиги үчүн миннәтдар болуп, Давут шундақ дегән: «Сениң билән қошунларни йеңимән вә Тәңрим Күчи билән сепиллардин сәкрәп өтимән» (Зәб. 18:29, 32). Қийинчилиқлиримиз худди йоған сепил тамлиридәк көрүнүши мүмкин. Бирақ Һәммигә Қадир Йәһваниң ярдимидә һәрқандақ қийинчилиқларни йеңәләймиз. Дәрһәқиқәт, Йәһва Худадин ярдәм сорап дуа қилсақ, биз үчүн қилғанлирини әсләп чоңқур ойлансақ вә йол-йоруғиға бойсунуп һәрикәт қилсақ, Униң бизгә ғәм-тәшвишләрни мувәппәқийәтлик йеңишимиз үчүн йетәрлик күч-қувәт вә даналиқ беридиғанлиғиға ишәнчимиз камил болиду.
a Киши қаттиқ ғәм-қайғуларға петип қалса, дохтурдин ярдәм соруши мүмкин.