19-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Йәһваниң йеңи дуния һәққидики вәдисигә ишәнчимизни қандақ күчәйтәләймиз?
«[Йәһва] дегән екән, ишқа ашурмай қаламду?» (САН. 23:19, КТ).
54-НАХША Етиқатта чиң турайли
БУ МАҚАЛИДӘ a
1, 2. Йеңи дунияни күткинимиздә чоқум немә қилишимиз керәк?
ЙӘҺВА ХУДАНИҢ бу дунияниң орниға адил йеңи дунияни алмаштуридиғанлиғи һәққидә бәргән вәдиси үчүн интайин миннәтдармиз (Пет. 2-х. 3:13). Гәрчә вәдә қилинған йеңи дунияниң қачан реаллиққа айлинидиғанлиғини билмисәкму, бу дунияда йүз бериватқан ишларни көргинимиздә, әшу күнниң пат йеқинда келидиғанлиғини биләләймиз (Мәт. 24:32—34, 36; Әлч. 1:7).
2 Шуниң билән бир вақитта, мәйли қанчә узун вақит һәқиқәттә болайли, һәммимиз бу вәдигә болған ишәнчимизни күчәйтишимиз керәк. Немә үчүн? Чүнки күчлүк иман-етиқатму аҗизлап кетиду. Әмәлийәттә, әлчи Паул ишәнчниң аҗизлиғини «оңайла чирмавалидиған гуна» дәп атиған (Ибр. 12:1). Етиқадимизниң аҗизлап кетишиниң алдини елиш үчүн, йеңи дунияниң пат-йеқинда реаллиққа айлинидиғанлиғини испатлайдиған дәлилләр һәққидә қайта-қайта чоңқур ойлинип турушимиз керәк (Ибр. 11:1).
3. Бу мақалидә немиләрни муһакимә қилимиз?
3 Бу мақалидә Йәһваниң йеңи дуния һәққидә бәргән вәдисигә болған ишәнчимизни күчәйтидиған үч усул үстидә тохтилимиз. 1) Төләм үстидә чоңқур ойлиниш. 2) Йәһваниң күч-қудрити һәққидә чоңқур ойлиниш. 3) Роһий иш-паалийәтләр билән мәшғул болушқа вақит чиқириш. Андин кейин Йәһваниң Һабаккукқа қилған сөзи бүгүнки күндә иман-етиқадимизни қандақ күчәйтәләйдиғанлиғини муһакимә қилимиз. Алди билән, һазир дуч келишимиз мүмкин болған бәзи вәзийәтләр үстидә ойлинип көрәйли. Шулар келәчәктики йеңи дуния тоғрисидики вәдигә күчлүк ишәнч қилишимизни тәләп қилиду.
КҮЧЛҮК ИШӘНЧ БОЛУШИНИ ТӘЛӘП ҚИЛИДИҒАН ВӘЗИЙӘТЛӘР
4. Қандақ қарарларни чиқириш күчлүк ишәнчниң болушини тәләп қилиду?
4 Һәр күни биз күчлүк ишәнчни тәләп қилидиған түрлүк қарарларни чиқиримиз. Мәсилән, кимләр билән дост болуш, көңүл ечиш, билим елиш, нека вә пәрзәнтлик болуш, иш-орнини таллаш қатарлиқ түрлүк саһада қарарларни чиқиримиз. Өз-өзүмиздин: «Қарарим бу дуния түзүлмиси вақитлиқ екәнлигигә вә пат-арида униң орнини Худаниң йеңи дунияси алидиғанлиғиға ишинидиғанлиғимни көрситәмду? Яки қарарим өлүм билән һәммә нәрсә ахирлишиду дәп яшайдиған кишиләрниң тәсиригә учриғанму?» (Мәт. 6:19, 20; Луқа 12:16—21) Әгәр йеңи дунияниң пат-йеқинда келидиғанлиғиға ишәнчимизни күчәйтсәк, әң яхши қарарни чиқиримиз.
5, 6. Синақларға бәрдашлиқ бәргинимиздә, немә үчүн күчлүк етиқатқа муһтаҗ болимиз? Мисал кәлтүрүң.
5 Биз йәнә күчлүк иман-етиқатни тәләп қилидиған синақларға дуч келимиз. Бәлким биз зиянкәшликкә, созулма характерлик кесәлликләргә яки чүшкүнлүккә чүширидиған башқа ишларға дуч келимиз. Дәсләптә, синаққа бәрдашлиқ берәләйдиғандәк һис қилишимиз мүмкин. Әгәр вақит узунға созулуп кәтсә, бәрдашлиқ бериш вә Йәһваға хошаллиқ билән хизмәт қилишни давамлаштуруш үчүн күчлүк ишәнчкә муһтаҗ болимиз (Рим. 12:12; Пет. 1-х. 1:6, 7).
6 Узунға созулған синақта, Йәһваниң вәдә қилған йеңи дунияси һәргиз кәлмәйдиғандәк һис қилишимиз мүмкин. У иман-етиқадимизниң аҗизлиғини билдүрәмду? Шундақ болуши натайин! Бир мисални көрүп бақайли. Қишниң қаттиқ соғиғи болуватқанда, бәлким яз пәсли һечқачан кәлмәйдиғандәк һис қилимиз. Амма яз пәсли келиду. Худди шуниңға охшаш, қаттиқ үмүтсизләнгинимиздә, йеңи дуния һәргиз кәлмәйдиғандәк һис қилишимиз мүмкин. Әгәр иманимиз күчлүк болса, Худаниң вәдилириниң әмәлгә ашидиғанлиғини билимиз (Зәб. 94:3, 14, 15; Ибр. 6:17—19). Биз шундақ күчлүк ишәнч билән Йәһваға хизмәт қилишни һаятимизда давамлиқ биринчи орунға қоялаймиз.
7. Биз гуманий көзқарашта болуштин өзүмизни қандақ сақлишимиз лазим?
7 Вәз хизмитидиму күчлүк ишәнчкә муһтаҗ болимиз. Нурғун кишиләр Худаниң йеңи дунияси тоғрисидики хуш хәвәрни әмәлгә ашмайдиған хам хиялдәк һис қилиду (Мәт. 24:14; Әзәк. 33:32). Биз бу кишиләрниң көзқаришиниң тәсиригә учраштин вә Йәһваниң үгәткәнлиридин гуман қилиштин қәтъий сақлиниш үчүн чоқум иман-етиқадимизни давамлиқ күчәйтишимиз керәк. Мундақ қилишниң үч усулини көрүп бақайли.
ТӨЛӘМ ҺӘҚҚИДӘ ЧОҢҚУР ОЙЛИНИШ
8, 9. Төләм үстидә чоңқур ойлиниш иман-етиқадимизни қандақ күчләндүрәләйду?
8 Иман-етиқадимизни күчәйтишниң бир усули — төләм үстидә чоңқур ойлиниш. Төләм бизни Худаниң вәдилириниң әмәлгә ашидиғанлиғиға ишәндүриду. Йәһваниң қанчилик қурбан бәргәнлиги һәққидә әстаидил ойланғинимизда, Яратқучимизниң гөзәл бир дунияда мәңгү һаятлиқ вәдисиниң чоқум әмәлгә ашидиғанлиғиға болған ишәнчимизни күчәйтимиз. Немә үчүн шундақ дейәләймиз?
9 Ундақта төләм немини өз ичигә алған? Йәһва Өзиниң әң йеқин сирдиши болған сөйүмлүк тунҗа Оғлини асмандин мукәммәл инсан сүпитидә туғулушқа әвәткән. Әйса йәр йүзидә болғинида, һәртүрлүк қийинчилиқларға бәрдашлиқ бәргән. Кейин у азап оқубәт чекип, вәһшийлик билән өлтүрүлгән. Йәһва Худа интайин зор бәдәл төлигән! Әгәр Йәһваниң мәхсити гөзәл бир дунияда бизни пәқәт қисқа һаятқа ериштүрүш болса, У сөйүмлүк Оғлиниң шунчә азап-оқубәт чекип, өлүп кетишигә йол қоймиған болатти (Йоһ. 3:16; Пет. 1-х. 1:18, 19). Йәһва шунчә еғир бәдәл төлигән екән, чоқум бизни йеңи дунияда мәңгүлүк һаятқа ериштүриду.
ЙӘҺВАНИҢ КҮЧ-ҚУДРИТИ ҺӘҚҚИДӘ ЧОҢҚУР ОЙЛИНИШ
10. Әфәсликләргә 3:20-айәткә асасланғанда, Йәһва немә иш қилишқа қадир?
10 Иман-етиқадимизни күчәйтишниң иккинчи усули — Яратқучи Йәһваниң күч-қудрити һәққидә чоңқур ойлиниш. Униң пүтүн вәдилирини әмәлгә ашуруш күч-қудрити бар. Бәлким, йеңи дунияда мәңгү яшаш инсанлар үчүн әмәлгә ашмайдиған вәдидәк билиниду. Амма һәммигә қадир Худайимиз Йәһва һәрдайим инсанларниң қолидин кәлмәйдиған ишларни вәдә қилиду вә шу вәдилирини чоқум әмәлгә ашуриду (Аюп 42:2; Марк 10:27). Шуңа У әҗайип ишлар тоғрилиқ вәдиләрни бәргәндә буниңдин һәргиз һәйран қалмаймиз (Әфәсликләргә 3:20ни оқуң).
11. Худаниң әҗайип вәдилиридин бирини мисал кәлтүрүң ( «Йәһваниң әҗайип вәдилири әмәлгә ашқан» намлиқ рамкиға қараң.).
11 Қаримаққа мүмкин болмайдиған бәзи ишлар тоғрилиқ Йәһва өтмүштә өз хәлқигә вәдә қилған. Шу ишлар һәққидә ойлинип көрүң. У Ибраһим билән Сарәниң қериғанда бир оғуллуқ болидиғанлиғини ейтқан (Ярит. 17:15—17). У йәнә Ибраһимға Қанан зиминни униң әвлатлириға беридиғанлиғини вәдә қилған. Ибраһимниң әвладлири, йәни исраиллар Мисирда узун жиллар қул болғинида, бу вәдиләр һәргиз әмәлгә ашмайдиғандәк көрүнгән. Кейин биринчи әсирдә Йәһва яшинип қалған Елизабетниң балилиқ болидиғанлиғини хәвәр қилған. У Өз Оғлини Мәрийәм дегән қизниң туғуп беридиғанлиғини ейтқан. Шуниң билән, Йәһва нәччә миң жил бурун Ерәм беғида вәдә қилған йәнә бир бәшарәт әмәлгә ашқан (Ярит. 3:15).
12. Йәшуа 23:14 вә Йәшая 55:10, 11-айәтләр бизниң Худаниң күч-қудрити һәққидә немигә ишәндүриду?
12 Йәһваниң барлиқ вәдилири вә әшу вәдилирини қандақ әмәлгә ашурғанлиғи һәққидә ойланғинимизда, Униң әҗайип күч-қудрити барлиғини чүшинимиз вә йеңи дуния тоғрилиқ бәргән вәдисигә болған ишәнчимиз техиму күчийиду (Йәшуа 23:14; Йәшая 55:10, 11ни оқуң). Башқиларниң вәдә қилинған йеңи дунияниң бир чүш яки әпсанивий ривайәт әмәслигини чүшинишигә ярдәм беришкә өзүмизни яхширақ тәйярлалаймиз. Йәһва Өзи йеңи асман вә йеңи йәр һәққидә шундақ дегән: «Бу сөзләр ишәнчлик вә һәқтур» (Вәһ. 21:1, 5).
РОҺИЙ ИШ-ПААЛИЙӘТ БИЛӘН МӘШҒУЛ БОЛУҢ
13. Җамаәт жиғилишлири иман-етиқадимизни қандақ күчәйтәләйду? Чүшәндүрүң.
13 Иман-етиқадимизни күчәйтишниң иккинчи усули — роһий ишлар билән мәшғул болушқа вақит чиқириш. Мәсилән, бизниң җамаәт ибадәт жиғилишлиридин қандақ пайдилиқ нәрсиләрни үгинәләйдиғанлиғимиз тоғрилиқ көрүп бақайли. Һәрхил шәкилдики толуқ вақитлиқ хизмәт билән нәччә он жил мәшғул болған Анна исимлиқ қериндаш мундақ дәйду: «Ибадәт жиғилишлири күчлүк иман-етиқадимни сақлашқа ярдәм бериду, һәтта нутуқ ейтқучиниң тәлим бериш қабилийити чәклик болсун, яки йеңи бир нәрсини сөзлимигән болсун, мән дайим мени Муқәддәс китаптики һәқиқәтни техиму яхширақ чүшинишкә йетәкләйдиған вә иман-етиқадимни күчәйтидиған бир нәрсини аңлаймән b». Шәк-шүбһисизки, биз жиғилишларда қериндашларниң бәргән җаваплирини аңлиғанда, иман-етиқадимизни күчәйтәләймиз (Рим. 1:11, 12; 10:17).
14. Вәз хизмити иман-етиқадимизни қандақ күчәйтиду?
14 Вәз хизмитигә қатнашқандиму, иман-етиқадимизни күчәйтимиз (Ибр. 10:23). Йәһваға 70 жилдин көпирәк хизмәт қилған Барбара исимлиқ қериндаш мундақ дәйду: «Мән дайим вәз хизмитиниң иман-етиқатни күчәйтидиғанлиғини байқидим. Башқиларға Йәһваниң әҗайип вәдилири һәққидә көпирәк ейтқансири, мениң иман-етиқадим техиму күчлүк мустәһкәм болди».
15. Шәхсий үгиниш етиқадимизни қандақ күчәйтиду? (Рәсимләргиму қараң.)
15 Иман-етиқадимизни күчәйтишниң йәнә бир усули — шәхсий үгиниш. Вақит җәдвилини түзүп, шәхсий үгиниш қилишниң пайдисини көргән Сюзан исимлиқ қериндаш мундақ дәйду: «Йәкшәнбә күни келидиған һәптиси тәтқиқ қилинидиған «Күзитиш мунари» мақалисини үгинимән. Дүшәнбә вә сешәнбә күни һәптә оттурисидики жиғилишқа тәйярлиқ қилимән. Қалған күнләрдә шәхсий үгинишимни давамлаштуримән». Сюзан шәхсий үгинишни план бойичә давамлаштурғачқа, иман-етиқади үзлүксиз күчәйгән. Йәһва гувачилириниң мәркизий баш идарисидә нәччә он жил хизмәт қилған Ирен исимлиқ қериндаш Муқәддәс китаптики бәшарәтләрниң етиқадини күчәйтидиғанлиғини ейтқан: «Йәһваниң бәшарәтлириниң әң инчикә тәпсилатлириниң әмәлгә ашурулғанлиғидин һәйран қалимән c».
У ӘМӘЛГӘ АШМАЙ ҚАЛМАЙДУ
16. Немә үчүн Йәһваниң ейтқан сөзлири бүгүнки күндә биз үчүнму пайдилиқ? (Ибранийларға 10:36, 37)
16 Йәһваниң бәзи хизмәтчилири бу дунияниң ахирлишиш вақтини узундин буян күтиватиду. Инсаний нуқтәий нәзәр билән қариғанда, Худаниң вәдисиниң әмәлгә ешиши кечиктүрүлгәндәк көрүниду. Бирақ Йәһва Өз хизмәтчилириниң қандақ һис-туйғуда болуватқанлиғини ениқ билиду. Әмәлийәттә, У Һабаккук пәйғәмбәргә мундақ дегән: «Аламәт кәлгүсидики бекитилгән бир вақит үчүн, У адәмләргә ахирәтни тәлпүндүриду, У ялған гәп қилмайду; узунғичә кәлмәй қалсиму, уни күткин; чүнки у җәзмән йетип келиду, һеч кечикмәйду» (Һаб. 2:3, КТ). Худаниң бу сөзлири пәқәт Һабаккук пәйғәмбәргә тәсәлли бәргәнму? Яки униң сөзлири бүгүнки күндә биз үчүнму пайдилиқму? Йәһваниң көрсәтмиси билән, әлчи Паул шу сөзләр арқилиқ йеңи дунияни тәшналиқ билән күтүватқан барлиқ Мәсиһ әгәшкүчилиригә илһам-мәдәт бәргән (Ибранийларға 10:36, 37ни оқуң). Шуниңға ишинәләймизки, Йәһваниң бизни қутқузуш вәдиси әмәлгә ашидиған вақит кечикип кәткәндәк көрүнсиму, «у җәзмән йетип келиду, һеч кечикмәйду».
17. Бир қериндаш Йәһваниң Һабаккукқа бәргән нәсиһитигә қандақ қулақ салған?
17 Йәһваниң көплигән хизмәтчилири нурғун жиллардин буян «уни күткин» дегән нәсиһәт сөзигә қулақ селип келиватиду. Мәсилән, Луиз исимлиқ қериндаш 1939-жилдин башлап Йәһваға хизмәт қилған. У мундақ дәйду: «Мән у вақитта толуқ оттура мәктәпни пүтириштин авал Армагедон келиду дәп ойлиған. Амма ундақ болмиди. Нурғун жиллардин буян мән Муқәддәс китаптики Йәһваниң вәдилирини әмәлгә ашурушини күткән кишиләр һәққидики үзүндиләрни оқушниң пайдилиқ екәнлигини байқидим. Мәсилән, Нуһ, Ибраһим, Йүсүп вә башқиларниң Йәһва Худа вәдә қилған бәрикәтләргә еришиштин бурун узун вақит күткәнлигини оқуш маңа ярдәм бәрди. Әмәлгә ашурулған вәдиләр мени вә башқиларни йеңи дунияниң интайин йеқин келип қалғанлиғиға ишәндүриду». Йәһваға узундин буян хизмәт қиливатқан башқа нурғунлиған Гувачиларму бу сөзләргә қошулиду.
18. Каинаттики мәвҗудатларни күзитиш кәлгүси йеңи дунияға болған ишәнчимизни қандақ күчәйтәләйду?
18 Шундақ, йеңи дуния техи кәлмиди. Амма көзиңиз көргән бәзи нәрсиләр, йәни юлтузлар, дәл-дәрәқләр, һайванатлар вә сизгә охшаш инсанлар һәққидә ойлап көрүң. Гәрчә илгири улар мәвҗут әмәс болсиму, һазир уларниң мәвҗут болғанлиғидин һечким әсла гуманланмайду. Чүнки уларни Йәһва яратқан (Ярит. 1:1, 26, 27). Худайимиз йеңи бир дунияни бәрпа қилидиғанлиғини қилишни ирадә қилған вә У чоқум бу ирадисини әмәлгә ашуриду. Йеңи дунияда кишиләр сағлам тән билән мәңгү һаяттин һузур алиду. Худа бәлгүлигән вақит-саат кәлгәндә, худди каинаттики һәммә нәрсә көз алдимизда һәқиқий болғандәк, йеңи дунияму һәқиқий болиду (Йәшая 65:17; Вәһ. 21:3, 4).
19. Иман-етиқадиңизни қандақ күчәйтәләйсиз?
19 Һазирниң өзидә иман-етиқадиңизни күчәйтиш үчүн қолуңиздин кәлгән ишларниң һәммисини қилиң. Һәрдайим төләмгә болған миннәтдарлиғиңизни билдүрүң. Йәһваниң қудрити һәққидә чоңқур ойлиниң. Һәр күни роһий ишлар билән мәшғул болуң. Шундақ қилсиңиз, иман вә сәвир-тақәт билән вәдиләргә варис болидиғанларниң арисида болалайсиз (Ибр. 6:11, 12; Рим. 5:5).
55-НАХША Садиқлар көрәр мәңгү һаятлиқни
a Муқәддәс китаптики йеңи дуния тоғрисидики вәдигә бүгүнки күндә нурғун кишиләр ишәнмәйду. Улар уни пәқәт әмәлгә ашмайдиған чүш яки әпсанә-ривайәт дәп ойлайду. Бирақ биз Йәһваниң барлиқ вәдилириниң әмәлгә ашидиғанлиғиға ишинимиз. Шундақтиму, иман-етиқадимизни күчлүк сақлап қелиш үчүн уни давамлиқ түрдә күчәйтишимиз зөрүр. Бу мақалидә иман-етиқадимизни қандақ күчәйтәләйдиғанлиғимизни көримиз.
b Бәзи исимлар өзгәртилгән.
c Муқәддәс китаптики бәшарәтләр һәққидики нурғун мақалиләрни «Күзитиш мунари әдәбиятлириниң көрсәткүчидики» «Бәшарәт» дегән мавзуниң астидин тепишқа болиду. Мәсилән, «Күзитиш мунари», 2008-жил, 1-январь санидин «Йәһва Худаниң бәшарәтлири қандақ әмәлгә ашиду?» (рус) намлиқ мақалини оқуң.