Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

17-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Күтүлмигән қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, Йәһва сизгә яр-йөләк болиду

Күтүлмигән қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, Йәһва сизгә яр-йөләк болиду

«Адилларниң көп һәсрәтлири бар, амма Йәһва барлиғидин уларни җәзмән айрийду» (ЗӘБ. 34:19).

38-НАХША Жүкүңни Йәһваға ташла

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Биз немигә ишинимиз?

 ЙӘҺВАНИҢ хәлқи сүпитидә, У бизни сөйидиғанлиғини вә әң яхши турмуштин бәһримән болушимизни халайдиғанлиғини билимиз (Рим. 8:35—39). Шуниңға ишинимизки, Муқәддәс китап принциплирини әмәлий қоллансақ, бу һәрдайим биз үчүн пайдилиқ (Йәшая 48:17, 18). Ундақта, күтүлмигән қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, қандақ инкас қайтурушимиз керәк?

2. Қандақ қийинчилиқларға дуч келишимиз мүмкин вә шу қийинчилиқлар сәвәплик қандақ соаллар ой-хиялимизға келиду?

2 Йәһваниң һәрбир хизмәтчилири қийинчилиқларға дуч келиду. Мәсилән, аилимиздики бири мәлум ишта бизни үмүтсизләндүриду. Йәһваға хизмәт қилишқа тосқунлуқ қилидиған еғир кесилимиз бар. Тәбиий апәт түпәйли зиянға учраймиз. Яки иман-етиқадимиз сәвәплик зиянкәшликкә дуч келимиз. Биз мошундақ синақларға дуч кәлгинимиздә, бәлким мундақ соалларни сораймиз: «Немә үчүн бу иш мениң бешимға келиду? Бирәр ишни хата қилдимму? Бу Йәһваниң мени бәрикәтлимәйдиғанлиғини билдүрәмду?» Әгәр ой-хиялиңизда шундақ соаллар пәйда болса, униңдин үмүтсизләнмәң. Йәһваниң нурғун садиқ хизмәтчилириму мошуниңға охшаш қийинчилиқларға дуч кәлгән (Зәб. 22:1, 2; Һаб. 1:2, 3).

3. Зәбур 34:19-айәттин немини үгинәләймиз?

3 Зәбур 34:19ни оқуң. Бу айәттики икки муһим нуқтиға диққәт қилиң: 1) Адил киши қийинчилиқларға дуч келиду. 2) Йәһва бизни синақлардин қутқузиду. Қандақ? Униң бир йоли — Йәһва бу дуниядики һаятимизда йүз бериватқан ишларға тоғра көзқарашта болушимизға ярдәм бериду. Яратқучимиз Униңға хизмәт қилип, хошаллиққа еришидиғанлиғимиз һәққидә вәдә бәргән. Шундақтиму, У һазир қийинчилиқлардин хали турмуш кәчүрүшимизгә капаләт бәрмәйду (Йәшая 66:14). У бизни диққитимизни келәчәккә, йәни мәңгү шат-хорам һаят кәчүридиған вақитқа қаритишқа дәвәт қилиду (Кор. 2-х. 4:16—18). Һазирниң өзидә болса, һәр күни диққитимизни Униңға хизмәт қилишқа қаритишимизға ярдәм бериду (Йәр. ж. 3:22—24).

4. Бу мақалидә немиләрни муһакимә қилимиз?

4 Муқәддәс китап заманидики вә бүгүнки күндики Йәһваға садиқ хизмәт қилғучиларниң үлгисидин немиләрни үгинәләйдиғанлиғимизни муһакимә қилип бақайли. Һазир көридиғинимиздәк, күтмигән қийинчилиқларға дуч келишимиз мүмкин. Амма Йәһваға таянсақ, У һемишә бизни қоғдайду (Зәб. 55:22). Мошу үлгиләр һәққидә муһакимә қилғанда, өз-өзүңиздин шундақ сорап беқиң: «Мән мошундақ әһвалда қандақ инкас қайтурған болаттим? Уларниң үлгиси Йәһваға болған ишәнчимни қандақ күчәйтиду? Өз һаятимда үгәнгәнлиримни қандақ әмәлий ишлитәләймән?»

ҚЕДИМҚИ ЗАМАНДА

Ялғанчи болған туққини Лабанға 20 жил ишләп бәргән Яқупни Йәһва Худа бәрикәтлигән (5-абзациға қараң.)

5. Яқуп Лабан сәвәплик қандақ қийинчилиқларға дуч кәлгән? (Муқавидики рәсимгә қараң.)

5 Муқәддәс китапта Йәһваниң қедимқи замандики хизмәтчилириниң күтмигән синақларға дуч кәлгәнлиги йезилған. Яқуп пәйғәмбәрниң мисалини көрүп бақайли. Дадиси уни ишәнчлик дәп қариған Лабанниң қизлиридин бири билән той қилишқа буйриған вә Йәһваниң униңға мол бәрикәтләрни яғдуридиғанлиғиға ишәнгән (Ярит. 28:1—4). Шуниң билән Яқуп тоғра иш қилған. У Қанан зиминидин айрилип, Лабанниң өйигә барған. Лабанниң Лия вә Раһилә исимлиқ қизлири бар еди. Яқуп Лабанниң кичик қизи Раһиләни яхши көрүп қалған вә униң билән той қилиштин бурун дадиси Лабанға йәттә жил ишләп беришкә қошулған (Ярит. 29:18). Бирақ, ишлар Яқуп үмүт қилғандәк болмиған. Лабан уни алдап, чоң қизи Лия билән тойини қилип қойған. Лабан Яқупниң бир һәптидин кейин Раһилә билән той қилишиға рухсәт қилған, амма буниң үчүн Яқуп йәнә йәттә жил униңға ишләп бериши керәк еди (Ярит. 29:25—27). Лабан йәнә Яқуп билән түзгән сода келишимлиридә адил болмиған. Шундақ қилип, Яқуп җәми 20 жил Лабанға ишләп бәргән! (Ярит. 31:41, 42)

6. Яқуп йәнә қандақ қийинчилиқларға бәрдашлиқ бәргән?

6 Яқуп башқа қийинчилиқларғиму бәрдашлиқ бәргән. Униң чоң аилиси болған. Амма оғуллири бир-бири билән инақ өтмигән. Улар һәтта өз иниси Йүсүпни қуллуққа сетивәткән. Яқупниң икки оғли Шимон билән Лавий бу аилиниң намиға вә Йәһваниң исмиға дағ кәлтүргән. Яқупниң яхши көргән аяли Раһилә иккинчи балисини туққанда өлүп кәткән. Қаттиқ ачарчилиқ сәвәвидин, Яқуп қериған вақтида Мисир зиминиға көчүшкә мәҗбур болған (Ярит. 34:30; 35:16—19; 37:28; 45:9—11, 28).

7. Йәһва Яқупқа Өзиниң рәһим-шәпқитини қандақ көрсәткән?

7 Мошу һәртүрлүк қийинчилиқларға қаримай, Яқуп Йәһваға вә Униң вәдисигә болған ишәнчисини йоқатмиған. Вақти кәлгәндә, Йәһва Яқупқа өз рәһим-шәпқитини көрсәткән. Мәсилән, Лабанниң алдамчилиғиға қаримай, Йәһва Яқупни бәрикәтлигән. Яқуп Йүсүп билән қайта көрүшкәндә, Худаға қанчилик миннәтдар болғанлиғи һәққидә ойлап көрүң. Яқупниң Йәһва билән болған йеқин достлуғи синақларға оңушлуқ тәқабил турушиға ярдәм бәргән (Ярит. 30:43; 32:9, 10; 46:28—30). Әгәр бизму Йәһва билән йеқин достлуғимизни сақлисақ, күтүлмигән синақларға дуч кәлгәндә, әшу қийинчилиқларға оңушлуқ тәқабил туралаймиз.

8. Давут падишаниң немә қилиш арзу-истиги болған?

8 Давут падиша өзи үмүт қилғандәк Йәһваға хизмәт қилалмиған. Мәсилән, Давут Худа үчүн ибадәтхана селишни бәкму арзу қилған. У бу арзу-истигини Натан пәйғәмбәргә ейтқан. Натан пәйғәмбәр униңға җававән мундақ дегән: «Көңлүңдики һәммә нәрсини қил, чүнки сениң билән һәқиқий Худа!» (Тар. 1-яз. 17:1, 2). Мошу сөзләрниң Давутқа қанчилик илһам бәргәнлигини тәсәввур қилиш қийин әмәс. Бәлким, у дәрһал шу қурулуш ишини планлашқа башлиған.

9. Давут кишини үмүтсизләндүридиған хәвәргә қандақ инкас қайтурған?

9 Лекин узун өтмәйла, Йәһваниң пәйғәмбири кишини үмүтсизләндүридиған хәвәр билән қайтип кәлгән. Әшу күни кечиси Йәһва Натанға бу ибадәтханини Давут әмәс, бәлки униң оғуллиридин бири салидиғанлиғини ейтқан (Тар. 1-яз. 17:3, 4, 11, 12). Давут мошу хәвәрни аңлиғанда, қандақ инкас қайтурған? У өз мәхсәтлирини өзгәрткән. У диққитини өз оғли Сулайманниң әшу қурулушни қилишиға керәклик пуллар вә қурулуш материаллирини топлашқа қаратқан (Тар. 1-яз. 29:1—5).

10. Йәһва Давутни қандақ бәрикәтлигән?

10 Йәһва Давутниң ибадәтханини салидиған киши әмәслигини ейтқандин кейин дәрһал униң билән әһдә түзгән. Йәһва падиша Давутқа униң әвлатлири арисидин бири мәңгү һөкүмранлиқ қилидиғанлиғини вәдә бәргән (Сам. 2-яз. 7:16). Йеңи дунияда 1000 жиллиқ һөкүмранлиқ мәзгилидә, Давут падишалиқ қилидиған Әйса Мәсиһниң өзиниң бир әвлади болғанлиғини билгәндә, чоқум бәкму хошал болиду. Мошу үзүндә Йәһва үчүн қилишни арзу қилған барлиқ ишларни қилалмисақму, Худайимизниң бизгә өзүмиз хиялимизға кәлтүрүп бақмиған башқа әҗайип бәрикәтләрни беридиғанлиғини көрәлишимизгә ярдәм бериду.

11. Биринчи әсирдики Мәсиһ әгәшкүчилири өзлири күткән Падишалиқ кәлмигән болсиму, қандақ бәрикәтләргә еришкән? (Әлчиләр 6:7)

11 Биринчи әсирдики Мәсиһ әгәшкүчилири күтүлмигән бәзи қийинчилиқларға дуч кәлгән. Мәсилән, улар Худа Падишалиғиниң келишини интайин арзу қилған, амма қачан келидиғанлиғини билмигән (Әлч. 1:6, 7). Улар немә иш қилған? Мәсиһ әгәшкүчилири вәз ейтиш хизмити билән алдираш жүргән. Хуш хәвәрниң тарқилишиға әгишип, улар өзлириниң көрсәткән тиришчанлиғини Йәһваниң қандақ бәрикәтлигәнлигини көргән (Әлчиләр 6:7ни оқуң).

12. Ачарчилиқ апити мәзгилидә биринчи әсирдики Мәсиһ әгәшкүчилири немә қилған?

12 Бир вақитқа кәлгәндә, йәр йүзидә ачарчилиқ кәң тарқалған (Әлч. 11:28). Биринчи әсирдики Мәсиһ әгәшкүчилириму шу ачарчилиқниң тәсиригә учриған. Ачарчилиқ сәвәплик, улар қандақ қийинчилиқларни баштин өткүзгәнлигини тәсәввур қилаламсиз? Шәк-шүбһисизки, аилиниң беши болған әрләр өз аилисини қандақ тәминләш тоғрилиқ ғәм-әндишә қилған. Көпирәк вәз ейтишни планлиған яшлар қандақ қилғанду? Вәз ейтқучиларға еһтияҗлиқ җайларға берип, вәз қилишни планлаватқан яшлар ачарчилиқ апитиниң тәсиригә учрап, планлирини кечиктүрүп ачарчилиқ түгигәндин кейин беришни ойлашқан болуши мүмкин. Вәзийитиниң қандақ болушидин қәтъийнәзәр, Мәсиһ әгәшкүчилири шу вәзийәткә үгәнгән. Улар қолдин келишичә вәз қилишни давамлаштурған вә хошаллиқ билән өз мал-мүлүклирини Йәһудийәдики қериндашлири билән бөлүшүп ишләткән (Әлч. 11:29, 30).

13. Ачарчилиқ мәзгилидә Мәсиһ әгәшкүчилири қандақ бәрикәтләргә еришкән?

13 Шу ачарчилиқ мәзгилидә Мәсиһ әгәшкүчилири қандақ бәрикәтләргә еришкән? Улар Йәһваниң өзлиригә ярдәм бәргәнлигини көргән (Мәт. 6:31—33). Улар чоқум ярдәмгә кәлгән қериндашлириниң өзлиригә интайин көңүл бөлидиғанлиғини һис қилған. Ианә бәргәнләр яки ярдәм бериш хизмитигә башқичә йоллар билән қатнашқанлар бериштин зор хошаллиқ тапқан (Әлч. 20:35). Улар әшу өзгәргән вәзийәткә үгәнгән вә Йәһва уларниң һәммисини бәрикәтлигән.

14. Барнаба билән әлчи Паулға немә иш болған вә нәтиҗидә немә болди? (Әлчиләр 14:21, 22)

14 Биринчи әсирдики етиқатчилар дайим зиянкәшликкә учриған. Барнаба вә әлчи Паул Листра районида вәз қиливатқанда, немә иш йүз бәргәнлигини көрүп бақайли. Дәсләптә уларниң сөзлирини аңлиғанлар уларни қизғин қарши алған. Амма кейинирәк қарши чиққучилар көпчиликни қайил қилғачқа, бәзиләр Паулни чалма-кесәк қилип өлтүрмәкчи болушқан (Әлч. 14:19). Лекин Барнаба билән Паул башқа җайларда вәз қилишни давамлаштурған. Буниң нәтиҗиси қандақ болған? Улар «көплигән шагиртларни тәйярлиған». Шундақла уларниң сөзлири вә үлгилири башқа етиқатчи қериндашлириниң иман-етиқадини күчәйткән (Әлчиләр 14:21, 22ни оқуң). Барнаба билән Паул зиянкәшликкә учриған болсиму, бәл қоювәтмәй вәз хизмитини давамлаштурғачқа, нурғун кишиләр бәрикәткә еришкән. Әгәр Йәһва бизгә тапшурған хизмәтни қилиштин ваз кәчмисәк, У бизни бәрикәтләйду.

БҮГҮНКИ КҮНДӘ

15. Макмиллан бурадәрниң үлгисидин немини үгинәләймиз?

15 1914-жилдин бурун Йәһваниң хәлқи бәзи ишларниң йүз беридиғанлиғини күткән. Мәсилән, шу вақитта көплигән башқа кишиләргә охшаш, Макмиллан бурадәр пат йеқинда асманға чиқип кетимән дәп ойлиған. У 1914-жили сентябрь ейида, у сөзлигән нутуғида: «Бу бәлким мән ейтқан әң ахирқи нутуқ»,— дегән. Әлвәттә, бу униң әң ахирқи нутуғи болмиған. Кейинирәк Макмиллан бурадәр мундақ язған: «Бәлким, бәзилиримиз дәрһалла асманға чиқип кетимиз дәп ойлап, бәк алдирап кәткән болушимиз мүмкин. Әслидә қилишқа тегишлик ишимиз — Худаға хизмәт қилиш билән алдираш болуш». Макмиллан бурадәр вәз хизмити билән алдираш өткән. У хизмәттә интайин қизғин болған. Бетәрәпликни сақлиғини үчүн түрмигә ташланған нурғун қериндашларни илһамландуруш имтиязиға егә болған. У яшинип қалған чағлардиму, садиқлиқ билән җамаәт жиғилишлириға қатнашқан. Макмиллан бурадәр үмүт қилған мукапитини күтүватқанда вақтини үнүмлүк ишләткән. У буниң қандақ пайдисини көргән? 1966-жили вапат болуштин илгири у мундақ язған: «Мениң иман-етиқадим һечқачан аҗизлап қалмиған». У һәқиқәтән биз үчүн яхши үлгә! Болупму, күтмигән синақларға бәрдашлиқ бәргинимиздә, уни үлгә қилалаймиз (Ибр. 13:7).

16. Херберт Дженингс бурадәр вә униң аяли күтмигән қандақ қийинчилиққа дуч кәлгән? (Яқуп 4:14)

16 Йәһваниң нурғун хизмәтчилири тән-саламәтлиги тәрәптин күтүлмигән қийинчилиқлар билән күрәш қилип келиватиду. Мәсилән, бурадәр Херберт Дженнингс тәрҗимиһалида b аяли иккисиниң Ганадики миссионерлиқ хизмитини қандақ қилғанлиғи тәсвирләнгән. Шу чағда униңға еғир дәриҗидә психикиси бузулған дәп диагноз қоюлған. Дженингс бурадәр Яқуп 4:14-айәттики сөзләрни тилға елип: «Әтә немә болидиғанлиғини һечким билмәйду»,— деди (оқуң). У йәнә мундақ язған: «Биз реаллиққа йүзлинип, давалиниш үчүн Ганадики нурғун достлиримиздин айрилип, жутимизға қайтишни қарар қилдуқ». Йәһва Дженингс бурадәр вә аялиниң дуч кәлгән қийинчилиқлириға баш әгмәй, давамлиқ садақәтмәнлик билән Униңға хизмәт қилишиға ярдәм бәргән.

17. Дженингс бурадәрниң үлгиси башқиларға қандақ ярдәм бәргән?

17 Дженингс бурадәрниң тәрҗимиһалида йезилған сәмимий сөзлири башқиларға күчлүк тәсир қилған. Бир қериндаш мундақ дәп язған: «Мән бу мақалини оқуғинимда, чоңқур тәсирләндим. Дженингс бурадәрниң өз кесилини давалитиш үчүн тапшурулған вәзипидин қандақ ваз кәчкәнлигини оқуш мениң өз вәзийитимгә қандақ тәңпуң көзқарашта болушимға ярдәм бәрди». Шуниңға охшаш йәнә бир бурадәр мундақ язған: «Мән җамаәттә ақсақал сүпитидә он жил хизмәт қилғандин кейин нерва кесәллиги сәвәвидин шан-шәрәплик хизмәттин ваз кечишкә мәҗбур болдум. Өзүмни мәғлуп болғандәк һис қилип, башқиларниң тәрҗимиһаллирини оқуш мени һемишәм чүшкүнләштүрәтти. Бирақ Дженингс бурадәрниң җасарити маңа илһам бәрди». Бу күтүлмигән қийинчилиқларға бәрдашлиқ бәргәндә, башқиларғиму илһам берәләйдиғанлиғимизни есимизгә салиду. Һәтта һаятимизда хиял қилип бақмиған ишлар йүз бәргән һаләттиму, биз йәнила ишәнч вә сәвир-тақәт билән башқиларға үлгә болалаймиз (Пет. 1-х. 5:9).

Әгәр Йәһваға таянсақ, һаятимиздики күтүлмигән қийинчилиқлар әмәлийәттә бизни Униңға йеқинлаштуралайду (18-абзацқа қараң)

18. Рәсимдә тәсвирләнгәндәк, Нигериядики тул аялниң мисалидин немини үгинәләймиз?

18 COVID-19 вирусиға охшаш жуқумлуқ кесәлләр нурғунлиған Йәһва гувачилириниң турмушиға тәсир қилған. Мәсилән, Нигериядә яшайдиған бир тул аялниң интайин азғина йемәк-ичмиги вә пули бар еди. Бир күни әтигәндә қизи униңдин әң ахирқи бир стакан гүрүчни пиширип йәп болғандин кейин, әнди немә йәйдиғанлиғини сориған. У қериндаш қизиға өзлириниң пули яки йемәк-ичмиги қалмиғанлиғини, амма өзлириниң сәрәпәтлик тул аялни үлгә қилип, әң ахирқи тамиғини тәйярлап, Йәһваға пүтүнләй ишәнч қилиши керәклигини ейтқан (Пад. 1-яз. 17:8—16). Улар чүшлүк тамаққа немә йейиш һәққидә ойлиништин бурун қериндашлар уларға керәклик нәрсиләрни елип кәлгән. Уларниң арисида йемәк-ичмәкләр болуп, икки һәптидин көпирәк җан сақлашқа йетәтти. Қериндаш қизиға қилған сөзлирини Йәһваниң аңлап турғанлиғини тонуп йәткән. Дәрвәқә Йәһваға таянғинимизда, һаятимиздики күтүлмигән қийинчилиқлар бизни Униңға техиму йеқинлаштуралайду (Пет. 1-х. 5:6, 7).

19. Алексей Ершов қандақ зиянкәшликкә учриған?

19 Йеқинки жилларда нурғунлиған қериндашлиримиз күтмигән зиянкәшликләргә дуч кәлди. Мәсилән, Россиядә яшайдиған Алексей Ершов бурадәрниң мисалини көрүп бақайли. У 1994-жили Россиядә Йәһваниң хәлқи һелила әркин хизмәт қиливатқан чағларда чөмдүрүлүштин өткән. Йеқинки жилларда Россиядә вәзийәт өзгәрди. 2020-жили бурадәр Ершовниң өйигә сақчилар кирип, өйини ақтурди вә нурғун мал-мүлүклирини мусадирә қилди. Бирқанчә айдин кейин һөкүмәт уни җинайәтчи дәп қарап сотқа чақирди. Ишларни техиму қийинлаштурғини, әйипләшләр чүширивалған видео көрүнүшлиригә асасланған еди, өзини Муқәддәс китапни үгинишкә қизиқидиғандәк көрсәткән бир киши бир жилдин көпирәк вақит йошурун видеоға чүширивалған. Бу һәқиқәтән рәзил қилмиш!

20. Ершов бурадәр Йәһва билән болған мунасивитини қандақ күчәйткән?

20 Бурадәр Ершов чәккән җапа-мәшәққәтләрдин бирәр яхши нәтиҗә чиққанму? Һә-ә! Униң Йәһва билән болған достлуқ риштиси техиму күчәйгән. У мундақ дәйду: «Аялим билән биргә дайим дуа қилимиз. Бу вәзийәттә Йәһваниң ярдимисиз бәрдашлиқ берәлмәйдиғанлиғимни тонуп йәттим. Шәхсий тәтқиқ үгиниши үмүтсизликни йеңишимға ярдәм бериду. Мән өтмүштики садиқ хизмәтчиләрниң үлгиси үстидә чоңқур ойлинимән. Муқәддәс китапта тинч-хатирҗәмликни сақлап, Йәһваға ишәнч бағлашниң нәқәдәр муһим екәнлигини тәкитләйдиған нурғун вақиәләр бар».

21. Бу мақалидә биз немиләрни үгәндуқ?

21 Бу мақалидә биз немиләрни үгәндуқ? Биз бу дунияда күтмигән қийинчилиқларни баштин өткүзимиз. Шундақтиму, Йәһва Өзигә таянған хизмәтчилиригә һәрдайим ярдәм бериду. Мақалиниң асасий айитидә дейилгәндәк, «адилларниң көп һәсрәтлири бар, амма Йәһва барлиғидин уларни җәзмән айрийду» (Зәб. 34:19). Ундақта, диққитимизни давамлиқ чекиватқан җапа-мәшәққәтләргә әмәс, бәлки Йәһваниң бизни қоғдайдиған күчигә қаритайли. Шундила әлчи Паулға охшаш бизму: «Маңа қудрәт Бәргүчигә тайинип һәммә ишни қилалайдиған болдум» дәп ейталаймиз (Флп. 4:13, КТ).

23-НАХША Йәһва — бизниң күчимиз

a Гәрчә һазир күтүлмигән қийинчилиқларға дуч кәлсәкму, Йәһваниң өзиниң садиқ хизмәтчилирини қоллап-қувәтләйдиғанлиғиға қәтъий ишинәләймиз. Йәһва қедимда Өз хизмәтчилиригә қандақ ярдәм қилған? У бүгүн бизгә қандақ ярдәм қиливатиду? Қедимқи замандики вә һазирқи мисаллар тоғрилиқ чоңқур ойланғанда, әгәр Униңға таянсақ, Йәһва бизниңму мәһкәм турушимизға ярдәм беридиғанлиғиға болған ишәнчимизни күчәйтимиз.