Тәтқиқ қилиш усуллири
«Йәһва гувачилириниң йол көрсәткүчидики» Муқәддәс китап айәтлириниң чүшәндүрүшини ишлитәмсиз?
Бу чүшәндүрүшләрниң ярдимидә Худа Сөзини чоңқурирақ чүшинәләйсиз. Мәсилән, айәттики сөзләр қандақ вәзийәттә, қайси заманда, немә үчүн, кимгә мунасивәтлик йезилғанлиғини вә бәзи сөзләр яки сөз-ибариләрниң мәнасини биливалалайсиз.
«Күзитиш мунариниң онлайн китапханиси» вә «JW Library®» программиси, һәр иккилисидә, айәтниң өзидин «Издиниш қуралидики» мәлумат мәнбәлирини көрүшкә болиду. Улар Муқәддәс китапниң һәрқандақ тәрҗимисидә, тәтқиқ қилиш үчүн қошумчидә көрситилиду.
Мәлуматларниң турған новитигә диққәт қаритиң. Йеқин арида чиққанлири биринчи, бурунирақ чиққанлири төвәнирәк туриду. Кона мақалиләрдики бәзи чүшәндүрүшләр һазир йеңиланған болуши мүмкин.
«Күзитиш мунариниң онлайн китапханисида» айәтни бассиңиз, «Издиниш қуралидики» мәлумат мәнбәлири бирдин ечилиду.
«JW Library» программисида айәтләргә мунасивәтлик мәлумат мәнбәлирини көрүш үчүн, авал «Издиниш қуралини» көчүрүп, бәзидә уни йеңилап туруш керәк. Буниң үчүн «Китапхана» дегән йәрдин «Көрсәткүчкә» кирип, әң ахирқи нусхисини көчиривелиң.