18-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Җамаәт жиғилишлирида бир-бириңларға илһам бериңлар
«Бир-биримизгә диққәтчан болайли... бир-биримизни илһамландурайли» (ИБР. 10:24, 25).
11-НАХША Йәһваниң көңлини хуш қилайли
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Немә үчүн биз жиғилишларда қол көтирип җавап беримиз?
НЕМӘ ҮЧҮН биз җамаәт жиғилишлириға қатнишимиз? Униң әң асасий сәвәви — Йәһвани мәдһийиләш (Зәб. 26:12; 111:1). Жиғилишларға қатнишиш арқилиқ бу қийин күнләрдә бир-биримизни илһамландуримиз (Сал. 1-х. 5:11). Қолумизни көтәргәндә вә җавап бәргәндә, Йәһвани мәдһийиләш вә қериндашларға илһам беришкә өз һәссимизни қошумиз.
2. Жиғилишлиримизда қол көтирип, ой-пикирлиримизни баян қилишниң қандақ пурсити бар?
2 Һәр һәптә жиғилишлиримизда өз ой-пикирлиримизни баян қилиш пурситимиз бар. Мәсилән, һәптә ахирида «Күзитиш мунари» муһакимисидә шундақ қилалаймиз. Һәптә оттурисидики жиғилишларда роһий гөһәрләрни издәш яки Муқәддәс китапни җамаәттә үгиништә вә башқа муһакимидә қол көтирип, өз ой-пикриңизни баян қилалайсиз.
3. Биз қандақ қийинчилиқларға дуч келишимиз мүмкин вә Ибранийларға 10:24, 25-айәтләр қандақ ярдәм берәләйду?
3 Һәммимиз Йәһвани мәдһийиләшни вә қериндашлиримизға илһам беришни халаймиз. Бирақ биз қол көтирип, ой-пикримизни ейтқанда, дуч келидиған икки қийинчилиқ болуши мүмкин. Ой-пикримизни баян қилиштин әнсирәп қорқушимиз мүмкин. Яки болмиса, ой-пикримизни баян қилишни халаймиз, амма үмүт қилғандәк бизни соримаслиғи мүмкин. Шундақ вәзийәтләрдә бизгә немә ярдәм бериду? Бу соалға әлчи Паулниң Ибранийларға язған хетидин җавап тапалаймиз. Паул җамаәт жиғилишида бир йәргә җәм болушниң муһимлиғини тилға алғанда, чоқум бир-биримизгә илһам беришкә әһмийәт беришимизниң зөрүрлигини ейтқан (Ибранийларға оқуң). Иман-етиқадимизни көрситидиған аддий җавапларни бәргәндә, башқиларға илһам берәләйдиғанлиғимизни есимиздә тутсақ, өзүмизни әркинирәк тутуп, қол көтирип җавап бериштин қорқмаймиз. Әгәр дайим биздин соримиса, башқиларниң җавап бериш пурситигә еришкинидин хошал болалаймиз ( 10:24, 25ни Пет. 1-х. 3:8).
4. Бу мақалидә қайси үч нуқтини муһакимә қилимиз?
4 Бу мақалидә алди билән қол көтирип, җавап беридиғанларниң сани аз болған кичик җамаәттә, андин кейин нурғун қериндашлар қолини көтирип җавап беришкә тәйяр туридиған чоң җамаәттә бир-биримизни илһамландуруш үчүн немә қилалайдиғанлиғимизни көримиз. Ахирида, бәргән җаваплиримиз башқиларға қандақ илһам берәләйдиғанлиғини муһакимә қилимиз.
КИЧИК ҖАМАӘТТӘ ӨЗ АРА ИЛҺАМ БЕРИШ
5. Җамаәт жиғилишлирида қол көтирип җавап беридиғанлар аз болса, бир-биримизни қандақ илһамландуралаймиз?
5 Кичик бир җамаәттә яки топта адәттә қол көтирип, җавап беридиғанлар анчә көп болмайду. Шуңа риясәтчилик қилидиған бурадәр немә қилишини билмәй қалиду. Бәзи вақитларда у бириниң қол көтиришини күтүп туруши мүмкин. Қаримаққа бу ибадәт жиғилиши зерикишлик вә илһам берилмәйдиғандәк көриниду. Шундақ вәзийәттә немә қилсиңиз болиду? Дайим қолуңизни көтиришкә тәйяр туруң. Шундақ қилсиңиз, башқиларниму көпирәк қол көтиришкә дәвәт қилалишиңиз мүмкин.
6, 7. Қол көтирип җавап бериштин қорқуп җиддийлишишни азайтиш үчүн немә қилсақ болиду?
6 Әгәр қол көтирип җавап бериштин қорқсиңиз, немә қилсиңиз болиду? Нурғун қериндашлар сизгә охшашла һис-туйғуда болиду. Бирақ қериндашлириңизни көпирәк илһамландуруш үчүн җавап бәргәндә қорқунучни қандақ йеңиш тоғрилиқ ойлинип көрүң. Буниң үчүн немиләрни қилсиңиз болиду?
7 «Күзитиш мунари» b журналиниң бурунқи санлириниң биридин сизгә ярдәм беридиған бәзи әмәлий мәслиһәтләрни тапалишиңиз мүмкин. Мәсилән, яхши тәйярлиқ қилиң (Пәнд н. 21:5). Үгинидиған мәзмунларни яхширақ чүшәнсиңиз, қол көтиришкә һәрқачан тәйяр болалайсиз. Шундила җавап бериш сизгә қийин туюлмайду (Пәнд н. 15:23; 17:27). Лекин, җаваплириңиз қисқа болсун. Шундақ болғанда, җиддийлишип қорқушму аз болиду. Бир-икки җүмлә сөз билән җавап беришкә болиду. Көп ой-пикирни өз ичигә алған узун җавапларға қариғанда, қисқа, меғизлиқ җавапларни қериндашлар асанирақ чүшиниду. Өз сөзлириңиз билән қисқа җавапларни бериш арқилиқ яхши тәйярлиқ қилғанлиғиңизни вә үгинидиған мәзмунларни ениқ чүшәнгәнлигиңизни көрситәләйсиз.
8. Йәһва қолумиздин келишичә тиришчанлиқ көрсәткәнлигимизгә қандақ қарайду?
8 Мошу мәслиһәтләрниң бәзилирини синап баққандин кейин, йәнила бир яки икки қетимдин көпирәк җавап бериштин әнсирисиңизчу? Шуниңға ишиниңки, Йәһва қолуңиздин кәлгәнни қилғиниңизни қәдирләйду (Луқа 21:1—4). Әң яхшисини бериш һәргизму қолумиздин кәлмәйдиған ишни қилишини билдүрмәйду (Флп. 4:5). Өзүңизниң немә қилалайдиғанлиғини ениқ көрүп йетип, андин бир мәхсәт қоюң вә көңүл хатирҗәмлигиңиз үчүн дуа қилиң. Дәсләптә қисқа бир җавап бериш үчүн мәхсәт қойсиңиз болиду.
ЧОҢ ҖАМАӘТТӘ ӨЗ АРА ИЛҺАМ БЕРИШ
9. Чоң җамаәттә қандақ қийинчилиққа дуч келишимиз мүмкин?
9 Әгәр җамаитиңиздә вәз ейтқучилар көп болса, башқичә бир қийинчилиққа дуч келишиңиз мүмкин. Җавап бериш үчүн қол көтәргән болсиңизму, башқа көплигән қериндашларму қол көтәргәчкә, сиздин соримаслиғи мүмкин. Мәсилән, Даниэла жиғилишларда һемишәм җавап берип хошаллиқ тапатти c. У бундақ қилишни ибадитиниң бир қисми, башқиларға илһам беришниң бир йоли вә Муқәддәс китап һәқиқитини қәлбигә йезивелишниң бир усули дәп қариған. Бирақ у техиму чоңирақ җамаәткә көчүп барған. У һәрдайим қол көтәрсиму, униңдин арилап-арилап сориған. Һәтта бәзидә пүтүн жиғилиш давамида бир қетимму җавап бериш пурситигә еришәлмигән. У өз һис-туйғулирини ейтип мундақ дәйду: «Көңлүм бәк йерим болди. Өзүмни бир имтияздин мәһрум болғандәк һис қилдим. Қайта-қайта шундақ болғанда, қәстән шундақ болуватамду яки ундақ әмәсму дәп ойлашқа башлидим».
10. Қандақ қилсақ җавап бериш пурситимиз көп болиду?
10 Сизму Даниэлаға охшаш һис-туйғуда болғанму? Әгәр шундақ болса, сиз қол көтириштин ваз кәчмәкчи вә жиғилишни пәқәт аңлапла олтирмақчи болған болушиңиз мүмкин. Амма қол көтирип җавап беришни тохтатмаң. Ундақ вәзийәттә немә қилсиңиз болиду? Һәр қетимлиқ жиғилиш үчүн бирқанчә җавапларни тәйярлаш сизгә ярдәм бериши мүмкин. Җавап беришкә муһакиминиң бешида пурситиңиз болмиса, оттурида яки ахирида болиду. «Күзитиш мунари» тәтқиқ үгинишигә тәйярлиқ қилғанда, һәрбир абзацниң мақалиниң асасий айити билән қандақ бағлиниши барлиғини ойлаң. Әгәр шундақ қилсиңиз муһакимә җәриянида яхши җавапларни берәләйсиз. Униңдин башқа чүшәндүрүш қийинирақ болған чоңқур һәқиқәтләр тилға елинған абзацларға җавап беришкә тәйярлиқ қилсиңиз болиду (Кор. 1-х. 2:10). Бу мәслиһәтләрни әмәлий қолланған болсиңизму, бирқанчә қетимлиқ жиғилиштин кейин йәнила җавап бериш пурситимиз йоқлиғини һис қилсиңизчу? Шундақ әһвалда жиғилиш башлиништин бурун муһакимигә йетәкчилик қилидиған бурадәргә қайси соалға җавап беришни халайдиғанлиғиңизни ейтсиңиз болиду.
11. Филипиликләргә 2:4-айәт бизни немә қилишқа дәвәт қилиду?
11 Филипиликләргә 2:4ни оқуң. Муқәддәс роһниң илһами билән әлчи Паул Мәсиһ әгәшкүчилирини башқиларниң мәнпәитини көзләшкә дәвәт қилған. Җамаәт жиғилишлири җәриянида бу нәсиһәт сөзини қандақ қоллансақ болиду? Шуни унтумайли, башқиларму бизгә охшаш қол көтирип җавап беришни халайду.
12. Жиғилишларда башқиларни илһамландурушниң әң яхши йоли немә? (Рәсимгиму қараң.)
12 Мундақ ойлап көрүң: сиз достлириңиз билән сөһбәтләшкәндә, пәқәт өзүңиз көп сөзләп, башқиларға азирақ сөзләш пурситини қалдурамсиз? Әлвәттә ундақ қилмайсиз. Уларниңму сөһбитиңларда өз сөзлирини қилишиға йол берисиз. Худди шуниңдәк, җамаәт жиғилишлиридиму көпирәк қериндашларниңму җавапларни беришини халаймиз. Етиқатчи қериндашлиримизни илһамландурушниң әң яхши усуллиридин бири — уларға өз иман-етиқадини ипадиләшниң пурситини бериш (Кор. 1-х. 10:24). Һазир буни қандақ қилалайдиғанлиғимизни көрүп бақайли.
13. Көпирәк кишиләрниң қол көтирип җавап беришигә қандақ пурсәт берәләймиз?
13 Биз қилалайдиған бир иш — қисқа җавап бериш. Шундақ қилғанда, көпирәк кишиләр җавап берәләйду. Ақсақаллар вә башқа тәҗрибилик вәз ейтқучилар ундақ қилишта үлгә қалдуралайду. Һәтта қисқа җавап бәргәндиму, бәк көп муһим нуқтиларни сөзләштин сақлиниң. Әгәр сиз абзацтики һәммә нәрсини сөзлисиңиз, башқиларниң бир нәрсә дейишигә һечнемә қалмайду. Бу абзацта икки мәслиһәт берилгән. Биринчиси — қисқа җавап бериш, иккинчиси — бәк көп нуқтиларни сөзлимәслик. Әгәр бу абзацқа җавап бериш үчүн сиздин биринчи сориса, ундақта бу икки мәслиһәтниң пәқәт биринила ейтиң.
14. Қанчә қетим қол көтиришни қарар қилишимизға немә ярдәм берәләйду? (Рәсимгиму қараң.)
14 Қанчә қетим қол көтиришни қарар қилғиниңизда, вәзийәткә қарап қарар чиқириң. Әгәр башқиларниң техи бирәр қетимму җавап бериш пурсити болмиған болса, һәрдайим қол көтәрсәк, муһакимини йетәкчилик қилидиған бурадәргә бесим қилип қоюшимиз мүмкин. У башқиларни қол көтириштин тосуп қоялайду (Вәз 3:7).
15. а) Әгәр биздин соримиса, қандақ инкас қайтурушимиз керәк? ә) Йетәкчилик қилидиғанлар һәрбир кишигә етибар бериш үчүн немә қилалайду? ( «Муһакимигә йетәкчилик қилсиңиз» намлиқ рамкиға қараң.)
15 Жиғилишта муһакимә өткүзүлгәндә, көп қериндашлар қол көтәрсә, биз өзүмиз үмүт қилғандәк, һәрдайим җавап бериш пурсити болмаслиғи мүмкин. Бәзи вақитларда муһакимигә йетәкчилик қилидиған бурадәр бирәр қетимму сиздин соримаслиғи мүмкин. Бәлким бундақ әһвал кишини үмүтсизләндүриду. Амма биздин соримиғанда, буни көңлимизгә алмаслиққа тиришишимиз лазим (Вәз 7:9).
16. Жиғилишта җавап бәргәнләргә қандақ илһам-мәдәт берәлишимиз мүмкин?
16 Әгәр өзүңиз үмүт қилғандәк һәрдайим җавап берәлмисиңиз, башқиларниң бәргән җаваплирини көңүл қоюп аңлап, жиғилиштин кейин уларни җавави үчүн махтап мәдәт бериң. Бәргән җаваплириңизға охшаш махташлириңизму етиқатчи қериндашларға илһам-мәдәт берәләйду (Пәнд н. 10:21). Өз ара махташ — бир-биримизни илһамландурушниң йәнә бир йоли.
ИЛҺАМ БЕРИШНИҢ ЙӘНӘ БАШҚА ЙОЛЛИРИ
17. а) Ата-анилар балилириға мувапиқ җавапларни тәйярлишиға қандақ ярдәм берәләйду? ә) Видеоға асасланғанда җавапларни тәйярлашниң қайси төрт қәдәм басқучи бар? (Изаһәткә қараң.)
17 Жиғилишларда бир-биримизни қандақ илһамландуралаймиз? Әгәр ата-ана болсиңиз, балилириңизниң йешиға мас җавапларни тәйярлишиға ярдәм бериң (Мәт. 21:16). Бәзи вақитларда нека мәсилиси яки әдәп-әхлақ қатарлиқ муһим мәсилиләр муһакимә қилиниду. Бирақ балилар җавап берәлигидәк бир-икки абзац мәзмунлар болуши мүмкин. Униңдин башқа, балилар һәр қетим қол көтәргәндә, немә үчүн улардин соримай, башқилардин сориғанлиғини чүшәндүрүң. Улар сәвәвини чүшәнсә, хапа болмаслиқни үгиниду (Тим. 1-х. 6:18) d.
18. Җавап бәргәндә, диққәтни өзүмизгә қаритиштин қандақ сақлиналаймиз? (Пәнд н. 27:2)
18 Һәммимиз Йәһваға шан-шәрәп кәлтүридиған вә қериндашлиримизни илһамландуридиған җавапларни тәйярлалаймиз (Пәнд н. 25:11). Бәзидә бизгә қисқичә шәхсий тәҗрибилиримизни сөзләп беришимиз мүмкин, амма өзүмиз һәққидә көп сөзләштин сақлинишимиз керәк (Пәнд-нәсиһәтләр 27:2ни оқуң; Кор. 2-х. 10:18). Әксичә, диққитимизни Йәһва Худа, Униң Сөзи вә Униң хәлқигә мәркәзләштүрүшкә тиришишимиз лазим (Вәһ. 4:11). Әлвәттә, бундақ қилишниң мувапиқ пәйти бар, әгәр абзацқа берилгән соал шәхсий тәҗрибиләрни сөзләшкә дәвәт қилса, шундақ қилсақ болиду. Мәсилән, бу мақалидики кейинки абзац өз тәҗрибилириңизни сөзләш үчүн пурсәт бериду.
19. а) Жиғилишиға қатнашқанларниң һәммисиниң мәнпәитини көзлисәк, нәтиҗиси қандақ болиду? (Римлиқларға 1:11, 12) ә) Қол көтирип җавап бериш шан-шәрипи үчүн шәхсән өз миннәтдарлиғиңизни қандақ билдүрисиз?
19 Қандақ җавап бериш тоғрисида қаттиқ қаидә-түзүм болмисиму, һәммимиз бир-биримизгә илһам-мәдәт бериш үчүн тиришимиз. Бәлким бу бәзидә көпирәк қол көтирип җавап беришни билдүриду. Яки өзүмизгә берилгән җавап бериш пурситигә рази болуп, башқиларниңму биздәк пурсәткә еришәлигәнлиги үчүн хошал болушниму билдүриду. Җамаәт жиғилишлирида башқиларниң мәнпәитини көзләш арқилиқ биз һәммимиз бир-биримизгә илһам бериштин хошаллиқ тапалаймиз (Римлиқларға 1:11, 12ни оқуң).
20-НАХША Учришишлиримизға бәрикәт бәр
a Жиғилишлиримизда қол көтирип, өз ой-пикирлиримизни баян қилсақ, бир-биримизгә илһам берәләймиз. Бирақ бәзиләр җавап бериштин қорқиду. Бәзиләр җавап беришни яхши көргәчкә, өзлиридин көпирәк сорашни күтиду. Һәр иккила вәзийәттә, һәммимиз илһамға еришиш үчүн бир-биримиз тоғрилиқ ойлайдиғанлиғимизни қандақ көрситәләймиз? Биз қандақ қилип қериндашлиримизни бир-бирини сөйүшкә вә яхши ишларни қилишқа илһамландуридиған җавапларни берәләймиз? Бу мақалидә мошу соалларға җавап тапимиз.
b «Күзитиш мунари» 2019-жил, январь сани, 8—13 бәтлиригә вә «Күзитиш мунари» (рус) 2003-жилниң 1 сентябрь сани, 19—22 бәтлиригә қараң.
c Исим өзгәртилгән.
d jw.org торда «Йәһва Худа билән дост болуң. Җавап беришкә тәйярлиниң» намлиқ видеони көрүң.
f СҮРӘТТӘ: Чоң җамаәттә аллиқачан җавап берип, башқиларғиму җавап беришкә пурсәт бериватқан бир бурадәр.