16-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
«Қериндишиң туриду»
«Әйса: “Сениң қериндишиң туриду”, — деди» (ЙОҺ. 11:23).
12-НАХША Вәдә қилинған мәңгү һаят
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Бир оғул бала тирилишкә болған үмүтини қандақ ипадилигән?
МЭТЬЮ исимлиқ оғул бала еғир кесәл болғачқа, униңға көп қетим операция қилиш керәк еди. У 7 яш вақтида аилисидикиләр билән бирликтә һәр айлиқ JW интернет телевизийәсини көрүвататти. Бу программиниң ахирида, йеқин кишилири қайта тирилгәндә, уларни қарши елиш тоғрилиқ музыкилиқ видеони көрди b. Программидин кейин Мэтью ата-анисиниң йениға келип, уларниң қоллирини тутуп туруп: «Апа, дада, көрдиңларму, мән өлүп кәтсәмму, қайта тирилип туримән, силәр мени күтүңлар. Һәммиси яхши болиду»,— дегән. Ата-анилири оғлиниң қайта тирилиш үмитигә болған ишәнчисиниң шунчә күчлүк екәнлигини билгәндә, қандақ һис-туйғуда болғанлиғини тәсәввур қилаламсиз?
2, 3. Немә үчүн тирилиш үмүти һәққидә чоңқур ойлиниш биз үчүн пайдилиқ?
2 Бәзи чағларда Муқәддәс китапниң келәчәктики тирилиш тоғрисидики вәдилири һәққидә чоңқур ойлиниш биз үчүн пайдилиқ (Йоһ. 5:28, 29). Немә үчүн? Чүнки һаятимизда қачан еғир кесәлгә гириптар болидиғанлиғимизни яки туюқсизла йеқин кишилиримиздин айрилип қалидиғанлиғимизни билмәймиз (Вәз 9:11; Яқуп 4:13, 14). Бизниң тирилиш үмүтимиз шундақ қийин вәзийәтләргә бәрдашлиқ беришимизгә ярдәм берәләйду (Сал. 1-х. 4:13). Муқәддәс Язмилар бизни шуниңға ишәндүриду: асмандики Атимиз бизни яхши билиду вә сөйиду (Луқа 12:7). Йәһва Худа бизни илгирики миҗәз-хулуқ вә әслимилиримиз билән тирилдүриду. Демәк, Униң бизни қанчилик яхши тонуйдиғанлиғини ойлап көрүң. Сөйгү-муһәббәтлик Йәһва Худа бизни мәңгү яшаш имканийитигә егә қилиду, һәтта биз өлүп кәтсәкму, У бизни тирилдүриду.
3 Бу мақалидә авал немишкә тирилиш вәдисигә ишинәләйдиғанлиғимизни мулаһизә қилимиз. Андин кейин, асасий айәттики «қериндишиңиз туриду» дегән сөзләрни өз ичигә алған иман-етиқатни күчәйтидиған Муқәддәс китаптики үзүндиләрни муһакимә қилимиз (Йоһ. 11:23). Ахирида тирилиш үмүтигә болған ишәнчимизни қандақ қилип техиму күчәйтәләйдиғанлиғимизни үгинимиз.
НЕМӘ ҮЧҮН ТИРИЛИШ ҺӘҚҚИДИКИ ВӘДИГӘ ИШИНӘЛӘЙМИЗ?
4. Бир вәдигә ишиниш үчүн чоқум немигә ишинишимиз керәк? Мисал кәлтүрүң.
4 Бир вәдигә ишиниш үчүн чоқум әшу вәдини бәргән кишиниң уни орунлаш арзу-истиги вә күч-қудрити яки иқтидари барлиғиға ишинишимиз керәк. Мундақ мисал қилайли: Өйүңиз күчлүк боран чапқунда вәйран болғанлиғини тәсәввур қилип беқиң. Бир достуңиз қешиңизға келип: «Мән өйүңни қайта селишиңға ярдәм қилимән»,— дәп вәдә бериду. У сәмимий вә униң сизгә ярдәм қилиш арзу-истиги барлиғиға ишинисиз. Әгәр у маһарәтлик қурулушчи вә керәклик қурал-сайманлири болса, униң сизгә ярдәм бериш иқтидари барлиғини билисиз. Шуниң билән униң вәдисигә ишинисиз. Ундақта, Худаниң тирилдүрүш вәдиси һәққидә немә десәк болиду? Униң растинла шу вәдисини әмәлгә ашуруш арзу-истиги вә күч-қудрити барму?
5, 6. Немә үчүн Йәһваниң өлүкләрни тирилдүрүш арзу-истигиниң барлиғиға ишинәләймиз?
5 Йәһваниң өлүкләрни тирилдүрүш арзу-истиги барму? Әлвәттә, буниңға гәп кәтмәйду. У бәзи кишиләрни илһамландуруп, келәчәктики тирилдүрүш вәдисини қәләмгә алдурған (Йәшая 26:19; Һош. 13:14; Вәһ. 20:11—13). Йәһва вәдә бәрсә, У дайим вәдисини орунлайду (Йәшуа 23:14). Әмәлийәттә, У өлүкләрни тирилдүрүшкә тәшна. Немә үчүн бундақ дейәләймиз?
6 Аюп пәйғәмбәрниң немә дегәнлиги һәққидә ойлап көрүң. У һәтта өлүп кәткән тәғдирдиму, Йәһваниң униң тирилгәнлигини көрүшкә тәшна екәнлигигә ишәнгән (Аюп 14:14, 15). Йәһва өлүп кәткән барлиқ хизмәтчилириниму көрүшни тәшналиқ билән күтиду. У уларни сағлам хошал-хорам һаятқа ериштүрүшкә тәқәза. Ундақта, Йәһва һәққидики һәқиқәтләрни билиш пурсити болмай туруп өлүп кәткән миллиардлиған инсанларчу? Рәһим-шәпқәтлик Яратқучимиз уларниму тирилдүрүшни арзу қилиду (Әлч. 24:15). У уларға Өзи билән дост болуш вә йәр йүзидә мәңгү яшаш пурситини беришни халайду (Йоһ. 3:16). Наһайити ениқки, Йәһваниң өлүкләрни тирилдүрүш арзу-истиги бар.
7, 8. Немә үчүн Йәһваниң өлүп кәткәнләрни тирилдүрүшкә қадир екәнлигигә ишинимиз?
7 Йәһваниң өлүкләрни тирилдүрүш күч-қудрити барму? Әлвәттә! У «һәммигә Қадир» (Вәһ. 1:8). Шуңа, У һәрқандақ дүшмәнни һәтта өлүмни мәғлуп қилидиған күч-қудрәткә егә (Кор. 1-х. 15:26). Буни билиш иман-етиқадимизни күчәйтиду вә бизгә тәсәлли бериду. Эмма Арнольд исимлиқ бир қериндашниң кәчүрмишлирини көрүп бақайли. У вә униң аилисидикилири Иккинчи дуния уруш мәзгилидә еғир синаққа дуч кәлгән. Униң йеқинлири концлагерьда өлүп кәткән еди. Эмма қизиға тәсәлли бериш үчүн: «Әгәр өлүп кәткән кишиләр қайта яшимиса, демәк, дүшминимиз өлүм Яратқучи Худадин күчлүгирәк, бирақ бундақ болуш мүмкин әмәс»,— дегән. Шәк-шүбһисизки, Йәһвадин күчлүк һечқандақ нәрсә йоқ! Һаятлиқни барлиққа кәлтүргән Һәммигә Қадир Худа өлгәнләргә қайта һаятлиқ беришкиму қадир.
8 Худа өлүкләрни тирилдүриду. Буни қандақ билимиз? Сәвәви, Униң әстә сақлаш иқтидари чәксиз. У һәрбир асмандики юлтузни өз исми билән чақириду (Йәшая 40:26). Барлиқ өлүп кәткәнләрму Униң есидә (Аюп 14:13; Луқа 20:37, 38). У қайта тирилдүридиған кишиләрниң ирсийити, ташқи қияпәтлири, миҗәз-хулуқлири, һаят кәчүрмишлири вә әслимилирини өз ичигә алған барлиқ кичик тәпсилатларни асанла есигә алалайду.
9. Немә үчүн Йәһваниң келәчәктики тирилдүрүш тоғрисидики вәдисигә ишинисиз?
9 Наһайити ениқки, Йәһваниң келәчәктики тирилдүрүш тоғрисидики вәдисигә ишинәләймиз. Чүнки Униң Өз вәдилирини әмәлгә ашуруш арзу-истиги вә күч-қудрити барлиғини билимиз. Худаниң тирилдүрүш вәдисигә ишинишкә болидиғанлиғимизниң йәнә бир сәвәвини муһакимә қилип бақайли. Йәһва аллиқачан кишиләрни тирилдүргән. Қедимий заманда У бир қанчә садақәтмән хизмәтчилиригә өлгән кишиләрни тирилдүрүш қудритини бәргән. Уларниң арисида Әйсаму бар. Һазир Йоһан китавиниң 11-бабида йезилған Әйсаниң өлүп кәткән кишини тирилдүргәнлиги тоғрисидики бир вақиәни көрүп бақайли.
ӘЙСАНИҢ ЙЕҚИН ДОСТИ ӨЛҮП КӘТТИ
10. Әйса Иордан дәриясидин өтүп, Бәйтанияниң қарши тәрипидики районларда вәз қилип жүргәндә, немә иш йүз бәргән вә у немә қилди? (Йоһан 11:1—3)
10 Йоһан 11:1—3ни оқуң. Милади 32-жилиниң ахирида Бәйтанияда немә иш йүз бәргинини тәсәввур қилип көрүң. Мошу йезида Әйсаниң йеқин достлири Лазар вә униң қериндашлири Мәрийәм билән Марта яшатти (Луқа 10:38—42). Кейин Лазар кесәл болуп қелип, униң қериндашлири көп ғәм-әндишә қилған. Улар Бәйтаниядин икки күн пиядә йол жүрүп йетип беришқа болидиған Иордан дәриясиниң қарши тәрипидә болған Әйса Мәсиһкә бир хәвәрчи әвәткән (Йоһ. 10:40). Әпсуслинарлиғи, хәвәрчи Әйсаниң қешиға йетип барғанда, Лазар өлүп кәткән еди. Гәрчә Әйса достиниң әндила җан үзгәнлигини билсиму, у йәнә әшу йәрдә икки күн туруп, андин Бәйтанияға барған. Һәзрити Әйса Бәйтанияға йетип кәлгәндә, Лазарниң өлгинигә төрт күн болған еди. Әйса достлири үчүн пайдилиқ вә Худани улуқлайдиған ишни қилмақчи болған (Йоһ. 11:4, 6, 11, 17).
11. Бу үзүндидин достлуқ һәққидә немини үгинәләймиз?
11 Бу үзүндиләрдин достлуқ һәққидә бир нәрсини үгинәләймиз. Ойлап көрүң, Мәрийәм билән Марта Әйсаға хәвәрчи әвәткән. Улар униңдин Бәйтанияға келишини өтүнмигән, улар пәқәт униң қәдирдан достиниң кесәл болуп қалғанлиғини ейтқан (Йоһ. 11:3). Лазар өлгәндә, Әйса һәтта жирақ җайда турупму уни тирилдүрәләтти. Амма Әйса Бәйтанияға берип, достлири Мәрийәм вә Марта билән биллә болушни қарар қилған. Сиз соримисиңизму, ярдәм қолини сизгә сунушқа тәйяр туридиған достуңиз барму? Ундақта, бешиңизға еғир күнләр кәлгәндә, униң ярдимигә тайиналайсиз (Пәнд н. 17:17). Әйсаға охшаш, бизму башқилар билән шундақ достлуқ орнитайли! Ундақта, һазир йәнә давамлиқ немә иш болғанлиғини көрүп бақайли.
12. Әйса Мартаға немини вәдә қилған вә немә үчүн униң вәдиси қуруқ гәп әмәс? (Йоһан 11:23—26)
12 Йоһан 11:23—26ни оқуң. Марта Әйса Мәсиһниң Бәйтанияға йеқинлап қалғанлиғини билип, дәрһал униң билән көрүшүшкә жүгригән вә көрүшкәндә мундақ дегән: «Сиз бу йәрдә болған болсиңиз қериндишим өлмәс еди» (Йоһ. 11:21). Шундақ у Лазарни сақайтқан болатти. Амма Әйса техиму муһим ишни қилишни ойлиған. У Мартаға вәдә берип: «Қериндишиңиз туриду»,— дегән. У йәнә Мартаға бәргән вәдисигә ишинишкә болидиғанлиғиниң йәнә бир сәвәвини ейтип мундақ дегән: «Мән тирилиш вә һаятдурмән». Әйсаға өлүкләрни тирилдүрүш күчини Худаниң Өзи бәргән. Илгири у бир кичик қиз өлүп узун өтмәй, уни тирилдүргән, йәнә бир яш жигитни шу өлүп кәткән күни тирилдүргән (Луқа 7:11—15; 8:49—55). Амма һазир өлүп кәткинигә төрт күн болуп, тени чиришкә башлиған Лазарни тирилдүрәләмду?
«ЛАЗАР, ТАШҚИРИҒА ЧИҚ!»
13. Йоһан 11:32—35 айәтләрдики үзүндиләргә асасланғанда, Мәрийәм вә башқиларниң қилған жиға-зарлирини көргәндә, Әйса Мәсиһ қандақ инкас қайтурған? (Рәсимгиму қараң.)
13 Йоһан 11:32—35ни оқуң. Униңдин кейин немә иш болғанлиғини тәсәввур қилиң. Лазарниң йәнә бир қериндиши Мәрийәм Әйса билән көрүшкили чиққан. У һәдиси ейтқан сөзлирини қайта тәкрарлиған: «Һакимдарим, бу йәрдә болған болсаң, акам өлмәс еди». Мәрийәм вә башқилар қайғу-һәсрәт чекивататти. Уларниң жиға-зарлирини көргән вә аңлиған Әйсаниң көңли бәк йерим болған. Достлириға чин көңлидин һисдашлиқ билдүрүп көз-йеши қилған. У йеқин кишисидин айрилишниң қанчилик азаплиқ екәнлигини чүшиниду. Шәк-шүбһисизки, Әйсаниң уларниң көз-йеши қилишиға сәвәп болған барлиқ нәрсиләрни йоқ қилиш арзу истиги күчлүк еди.
14. Әйсаниң Мәрийәмниң жиғисиға қайтурған инкасидин Йәһва һәққидә немини үгинәләймиз?
14 Әйсаниң Мәрийәмниң жиғисиға қайтурған инкаси бизгә Йәһваниң көйүмчан Худа екәнлигини үгитиду. Немә үчүн шундақ дейәләймиз? Алдинқи мақалидә үгинип өткүнимиздәк, Әйса Мәсиһ өз Атисиниң ой-пикри, һис-туйғулирини мукәммәл әкс әттүргән (Йоһ. 12:45). Шуңа, Әйсаниң қайғу-һәсрәт чәккән достлириға шундақ һисдашлиқ көрсәткәнлигини оқуғинимизда, Йәһва Худаниңму қайғу-һәсрәт яшлиримизни көргәндә, бизгә ич ағритидиғанлиғини билимиз (Зәб. 56:8). Наһайити ениқки, бу сизни меһир-шәпқәтлик Худайимизға йеқинлишишни дәвәт қилиду!
15. Йоһан 11:41—44 айәтләргә асасланғанда, Лазарға қәбридә немә иш болған? (Рәсимгиму қараң.)
15 Йоһан 11:41—44ни оқуң. Әйса Лазарниң қәбрисигә йетип келип, қәбирниң еғизини йепип қойған ташни еливетишни буйриған. Марта униңға қарши туруп җәсәтниң чирип, сесип кәткәнлигини ейтқан. Әйса униңға җавап берип мундақ дегән еди: «Мән саңа ейтқанғу, әгәр ишәнсәң, Худаниң улуқлиғини көрисән» (Йоһ. 11:39, 40). Андин Әйса көпчиликниң алдида асманға қарап дуа қилип, һазир йүз беридиған мөҗүзә үчүн барчә шан-шәрәпни Йәһваға бәрмәкчи болған. Андин у: «Лазар, ташқириға чиқ!»— дәп товлиған еди. Шуниң билән Лазар қәбирдин чиққан. Әйса кишиләр һәргизму мүмкин болмайду дәп ойлиған ишни қилған.
16. Йоһан китавиниң 11-бабидики үзүндиләр тирилиш үмүтигә болған ишәнчимизни қандақ күчәйтиду?
16 Йоһан китавиниң 11-бабидики әшу үзүндә тирилиш үмүтигә болған ишәнчимизни күчәйтиду. Қандақ? Әйсаниң Мартаға бәргән вәдисини әсләп көрүң: «Сениң қериндишиң туриду» (Йоһ. 11:23). Атисиға охшаш, Әйсаниңму бу вәдисини әмәлгә ашуруш арзу-истиги вә күч-қудрити бар. У төккән көз-яшлар униң өлүмни вә өлүм кәлтүрүп чиқиридиған қайғу-һәсрәтләрни йоқ қилишқа чин қәлбидин тәшна екәнлигини ашкарилиған. Лазар қәбирдин меңип чиққан пәйттә Әйса өзиниң өлүкләрни тирилдүрүш күч-қудритиниң барлиғини йәнә бир қетим испатлиған. Униң йәнә Мартани әскәртип мундақ дегәнлигини ойлап көрүң: «Мән саңа ейтқанғу, әгәр ишәнсәң, Худаниң улуқлиғини көрисән» (Йоһ. 11:40). Шуңа, бизниң Худаниң тирилдүрүлүш тоғрисидики вәдисини әмәлгә ашуридиғанлиғиға ишинишкә йетәрлик сәвәплиримиз бар. Бу үмүткә болған ишәнчимизни техиму күчәйтиш үчүн немиләрни қилалаймиз?
ТИРИЛИШ ҮМҮТИГӘ БОЛҒАН ИШӘНЧИМИЗНИ ҚАНДАҚ ҚИЛИП ТЕХИМУ КҮЧӘЙТӘЛӘЙМИЗ?
17. Тирилдүрүлүш һәққидики үзүндиләрни оқуғанда, немини әстә сақлишимиз керәк?
17 Илгири йүз бәргән тирилдүрүлүшләр һәққидики үзүндиләрни оқуң вә улар үстидә чоңқур ойлиниң. Муқәддәс Язмиларда йәр йүзидә қайта һаятлиққа тирилдүрүлгән кишиләр һәққидә сәккиз үзүндә йезилған c. Әшу үзүндиләрни бир-бирләп әстаидил тәтқиқ қилип үгиниң. Шундақ қилғиниңизда, тирилдүрүлгән кишиләрниң әрләр, аяллар вә балилар екәнлигини есиңиздә тутуң. Немиләрни үгинәләйдиғанлиғиңиз һәққидә издиниң. Һәрбир мисал Худаниң тирилдүрүш арзу-истиги вә күч-қудритиниң барлиғини көрситиду. Һәммидин муһими, Әйсаниң өзи тирилдүрүлгәнлиги һәққидики әң муһим тирилдүрүш үстидә чоңқур ойлиниң. Есиңиздә болсунки, униң тирилдүрүлгәнлигигә шаһит болған йүзлигән гувачилар болған вә бу иман-етиқадимизниң күчлүк һул асасидур (Кор. 1-х. 15:3—6, 20—22).
18. Тирилиш үмүти һәққидики мәдһийә нахшилиридин қандақ яхши пайдилиналаймиз? (Изаһәткиму қараң.)
18 Тирилиш үмүти тилға елинған мәдһийә нахшилиридин яхширақ пайдилиниң d (Әфәс. 5:19). Бу нахшилар әшу қиммәтлик үмитимизниң хам-хиял әмәслигини есимизгә салиду вә шу үмүткә болған ишәнчимизни күчәйтиду. Аилиңиздикиләр билән аиләвий ибадәт қилғанда, әшу нахшиларни тиңшаң. Ейтишни мәшиқ қилиң вә нахша мәтининиң мәниси үстидә мулаһизә қилиң. Нахшиниң мәзмунини мейиңизгә вә қәлбиңизгә мәһкәм хатириләвелиң. Әгәр һаятиңизға хәвп-хәтәр йәткүзидиған синақларға дуч кәлсиңиз яки йеқин кишилириңиз өлүп кәтсә, Йәһваниң муқәддәс роһи сизниң әшу нахшиларни әсләп, улардин тәсәлли вә күч-мәдәткә еришишиңизгә ярдәм бериду.
19. Тирилиш һәққидә немиләрни тәсәввур қилсақ болиду? ( «Сиз улардин қандақ соалларни соримақчи?» дегән рамкиға қараң.)
19 Тәсәввур қилиш иқтидариңизни ишлитиң. Йәһва Худа бизгә өзүмизни йеңи дунияда тәсәввур қилиш иқтидарини бәргән. Бир қериндаш чүшәндүрүп мундақ дәйду: «Мән өзүмни йеңи дунияда тәсәввур қилишқа шунчә көп вақит сәрип қилдимки, һәтта җәннәттә ечилған әтир гүлләрни пуралайдиған болдум». Муқәддәс китапта тилға елинған садақәтмән әр-аяллар билән көрүшкәнлигиңизни тәсәввур қилип көрүң. Ким билән көрүшүшкә тәқәза болуватисиз? У кишидин қандақ соалларни соримақчи? Өлүп кәткән йеқинлириңиз билән қайта җәм болғанлиғиңизни тәсәввур қилиң. Улар билән җәм болғандики һәрбир тәпсилатларни, мәсилән, тунҗа қилидиған сөзләрни, өз ара қучақлишип, көз-яшларни қилидиған чағларни көз алдиңизға кәлтүрүң.
20. Биз немини қәтъий қарар қилишимиз керәк?
20 Биз Йәһваниң тирилдүрүш вәдисигә интайин миннәтдармиз! Бу вәдиниң әмәлгә ашидиғанлиғиға ишинимиз, чүнки Йәһваниң Өз вәдисини әмәлгә ашуруш арзу-истиги вә күч-қудрити бар. Бу қиммәтлик үмүткә болған ишәнчимизни давамлиқ күчәйтишни қәтъий қарар қилайли. Шундақ қилиш арқилиқ һәммимиз йеқинлиримизни тирилдүридиғанлиғини вәдә қилған Худайимизға техиму йеқинлишалаймиз.
24-НАХША Көзүң болсун мукапатта
a Әгәр йеқин кишиңиз өлүп кәткән болса, наһайити ениқки, қайта тирилиш вәдиси сизгә көп тәсәлли бериду. Амма бу вәдигә ишинидиғанлиғиңизни башқиларға қандақ чүшәндүрәләйсиз? Тирилиш үмитигә болған иман-етиқадиңизни қандақ қилип техиму күчләндүрәләйсиз? Бу мақалиниң мәхсити — һәммимизниң тирилиш үмүтигә болған ишәнчимизни күчәйтишкә ярдәм бериш.
b 2016-жили, ноябрь ейиниң JW телевизийә программисида «Учқандәк келәр чапсан» намлиқ музыкилиқ видео көрситилгән.
c Бу вақиәләр мошу айәтләрдә йезилған: Падишалар 1-язма 17:17—24; Падишалар 2-язма 4:32—37; 13:20, 21; Луқа 7:11—15; 8:41—56; Йоһан 11:38—44; Әлчиләр 9:36—42 вә 20:7—12.
d «Йәһвани нахшиларда мәдһийиләңлар» китавидин мону нахшиларни көрүң: «Садиқлар көрәр мәңгү һаятлиқни» (55-нахша), «Көзүң болсун мукапатта» (24-нахша), вә «Вәдә қилинған мәңгү һаят» (12-нахша). Шундақла jw.org торбетидин «Учқандәк келәр чапсан» намлиқ нахшини көрүң.