15-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Әйсаниң мөҗүзилиридин немиләрни үгинәләймиз?
«У дөләтни кезип жүрүп яхшилиқ қилған... вә... кишиләрни сақайтқан» (ӘЛЧ. 10:38).
5-НАХША Мәсиһ — бизниң үлгимиз
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Әйса биринчи мөҗүзини көрсәткән вақиәни тәсвирләп бериң.
МИЛАДИ 29-жилниң ахирида Әйса вәз хизмитини башлиған вақитта йүз бәргән бир ишни тәсәввур қилип көрүң. Әйсаниң жути Насирәниң шималидики Кана йезисида, Әйса, аниси Мәрийәм вә бәзи шагиртлири той зияпитигә тәклип қилинған. Мәрийәм бу аилиниң дости болуп, қаримаққа меһманларни қарши елишқа ярдәмләшкән. Амма той зияпитидә меһманларға беридиған үзүм шараби түгәп кетип, шу аилә вә тойи болған бир җүп меһманларниң алдида хиҗил болуп қалидиған бир вәзийәткә дуч кәлгән b. Бәлким, меһманларниң сани өзлири пәрәз қилғандин көп болуп кәткән болуши мүмкин. Мәрийәм дәрһал уларниң шараплири түгәп қалғанлиғини ейтқан (Йоһ. 2:1—3). Әйса немә қилған? У кишини һәйран қалдуридиған бир мөҗүзини көрситип, суни есил шарапқа айландурған (Йоһ. 2:9, 10).
2, 3. а) Әйса өзиниң мөҗүзә көрситиш күчини қандақ ишләткән? ә) Әйсаниң мөҗүзилири һәққидә ойлансақ, немиләрни үгинәләймиз?
2 Әйса вәз хизмити җәриянида нурғунлиған мөҗүзиләрни көрсәткән c. У мөҗүзә көрситип, нәччә он миңлиған кишиләргә ярдәм бәргән. Мәсилән, икки қетим кишиләрниң қосиғини тойғузған еди. Биринчи қетимда 5000 кишини, иккинчи қетимда 4000 кишини, аяллар вә балиларни қошқанда, җәми 27000 миңдин көпирәк адәмни тойғузған болуши мүмкин (Мәт. 14:15—21; 15:32—38). Әшу һәр иккила пәйттә Әйса йәнә нурғун кесәлләрни сақайтқан (Мәт. 14:14; 15:30, 31). У сақайтқан вә қосиғини тойғузған кишиләрниң қанчилик һәйран қалғанлиғини тәсәввур қилип көрүң.
3 Әйсаниң мөҗүзилириниң бүгүнки күндә биз үчүн интайин муһим әһмийити бар. Бу мақалидә әшу мөҗүзиләрниң иман-етиқадимизни қандақ күчәйтидиғанлиғини көрүп чиқимиз. Андин кейин Әйсаниң мөҗүзә көрсәткәндә, кәмтәр вә көйүмчан болғанлиғини қандақ үлгә қилалайдиғанлиғимизни көрүмиз.
ЙӘҺВА ХУДА ВӘ ӘЙСА МӘСИҺ ҺӘҚҚИДӘ ҮГИНӘЛӘЙМИЗ
4. Әйсаниң мөҗүзилири бизгә ким һәққидә иман-етиқатни күчәйтидиған һәқиқәтләрни үгитиду?
4 Әйсаниң мөҗүзилири бизгә пәқәт у һәққидила әмәс, бәлки Атиси һәққидиму иман-етиқатни күчәйтидиған һәқиқәтләрни үгитиду. Сәвәви Әйса Мәсиһ көрсәткән әшу мөҗүзиләрниң һәқиқий мәнбәси — Йәһва Худа. Әлчиләр 10:38-айәт бизгә мундақ дәйду: «Худа уни [Әйсани] муқәддәс роһи һәм қудрити билән майлиғанлиғи, у дөләтни кезип жүрүп яхшилиқ қилғанлиғи вә Иблис қийниған барлиқ кишиләрни сақайтқанлиғи һәққидә гәп болған, чүнки Рәббимиз униң билән биллә еди». Шуниму әстә сақлаңки, Әйса ейтқан вә қилған барлиқ ишлирида Атисиниң ой-пикри вә һис-туйғулирини мукәммәл әкс әттүргән (Йоһ. 14:9). Әйсаниң мөҗүзилиридин қайси үч нәрсини үгинәләйдиғанлиғимизни муһакимә көрүп бақайли.
5. Әйсани мөҗүзиләрни көрситишкә немә дәвәт қилған? (Мәтта 20:30—34)
5 Биринчи, Әйса вә униң Атисиниң бизгә болған сөйгү-муһәббити чоңқур. Әйса йәр йүзидә болғанда, мөҗүзә көрситиш күчини ишлитип, кишиләрниң азап-оқубәтлирини азайтиш арқилиқ уларға болған чоңқур сөйгү-муһәббитини көрсәткән. Бир қетим икки қарғу киши униңдин ярдәм сориған (Мәтта 20:30—34ни оқуң). Диққәт қилсиңиз, Әйса уларға ич ағритип, уларни сақайтқан. Мошу йәрдә ишлитилгән грек тилидики пейил адәмниң ичидин күчлүк һисдашлиқ қилип, рәһим-шәпқәт көрсәткәнлигини билдүриду. Шундақ күчлүк ич ағритиш һис-туйғуси Әйсани кишиләргә меһир-муһәббәт көрситишкә дәвәт қилғачқа, у ач қалғанларни тойғузған вә махав кесили болған бир кишини сақайтқан (Мәт. 15:32; Марк 1:41). Биз шуниңға ишинәләймизки, рәһим-шәпқәтлик Йәһва Худа вә Униң Оғлиниң бизгә болған сөйгү-муһәббити чоңқур вә улар азап-оқубәтлиримизни көргәндә азаплиниду (Луқа 1:78; Пет. 1-х. 5:7). Улар инсанийәт чекиватқан азап-оқубәт вә налә-пәриятни йоқ қилишни чоқум тәқәзалиқ билән күтиватиду.
6. Худа Әйсаға қандақ күч-қудрәтни бәргән?
6 Иккинчи, Худа инсанийәтниң барлиқ қийинчилиқлирини һәл қилиш үчүн Әйсаға күч бәргән. Һәзрити Әйса өз мөҗүзилири арқилиқ биз йеңәлмәйдиған қийинчилиқларни йеңәләйдиғанлиғини нәмаян қилған. Мәсилән, у бизни инсанийәтниң қийинчилиқлири, йәни мирас алған гуна вә униң тәсиридин, кесәлликтин вә өлүмдин пүтүнләй азат қилиш күч-қудритигә егә (Мәт. 9:1—6; Рим. 5:12, 18, 19). Униң көрсәткән мөҗүзилири униң һәрхил кесәлликләрни давалалайдиғанлиғи, һәтта өлгәнләрни тирилдүрәләйдиғанлиғини испатлиған (Мәт. 4:23; Йоһ. 11:43, 44). Униңдин башқа, униң шиддәтлик боран-чапқунларни тизгинләш вә адәмләрни яман роһлардин қутқузуш күчи бар (Марк 4:37—39; Луқа 8:2). Йәһваниң бундақ қудритини Өз Оғлиға бәргәнлигини билиш һәқиқәтән кишиниң көңлини хатирҗәм қилиду.
7, 8. а) Әйсаниң мөҗүзилири сәвәплик биз немигә ишәнч қилалаймиз? ә) Кәлгүси йеңи дунияда қандақ мөҗүзини көрүшни тәқәзалиқ билән күтүватисиз?
7 Үчинчи, Худа Падишалиғи келәчәктә вәдә қилған гөзәл ишларни чоқум әмәлгә ашуриду. Әйса Мәсиһ йәр йүзидә яшиғанда көрсәткән мөҗүзиләр, униң келәчәктә асмандики Худа Падишалиғиниң Падишаси сүпитидә техиму улуғирақ ишларни қилидиғанлиғини үгитиду. Мәсиһниң һөкүмранлиғи астида пат арида қандақ ишларни баштин кәчүридиғанлиғимиз һәққидә ойлинип көрәйли. Биз мукәммәл сағламлиқтин бәһримән болумиз, чүнки у инсанийәтни азап-оқубәткә дучар қилған һәрхил кесәлликләрни вә тәндики аҗизлиқларни йоқ қилиду (Йәшая 33:24; 35:5, 6; Вәһ. 21:3, 4). Биз һәргизму ачарчилиқ яки түрлүк дәһшәтлик балаю-апәтләрниң зиянкәшлигигә учримаймиз (Йәшая 25:6; Марк 4:41). Нурғунлиған йеқин кишилиримизниң қәбирләрдин чиққанда, улар билән қайта җәм болғанлиғимиздин шат-хорамлиққа чөмүмиз (Йоһ. 5:28, 29). Сиз келәчәктики йеңи дунияда қандақ мөҗүзиләрни көрүшни тәшналиқ билән күтүватисиз?
8 Әйса мөҗүзә көрсәткәндә, ич ағритип һисдашлиқ вә кәмтәрликни көрсәткән. Бу биз үлгә қилишқа тегишлик пәзиләтләр. Һазир икки мөҗүзә һәққидә муһакимә қилип бақайли. Авал Кана йезисидики той зияпити һәққидики вақиәдин башлайли.
КӘМТӘР БОЛУШНИ ҮГИНИШ
9. Әйса той зияпитидә немә қилған? (Йоһан 2:6—10)
9 Йоһан 2:6—10ни оқуң. Зияпәттә шарап түгигәндә, Әйсаниң бир иш қилиш мәҗбурийити барму еди? Яқ. Муқәддәс Язмиларда Мәсиһниң мөҗүзә арқилиқ шарап пәйда қилиш тоғрисида һечқандақ бәшарәт йоқ. Амма өзүңизниң той зияпитидә ичимликләр түгәп кәтсә, қандақ һис-туйғуда болидиғанлиғиңизни тәсәввур қилип көрүң. Әйса Мәсиһ шу аилигә, болупму йеңидин той қилған қиз-жигиткә һисдашлиқ қилған болуши мүмкин вә уларни кишиләрниң алдида хиҗил болуштин сақлап қалмақчи болған. Шуңа, у башта тилға елинған мөҗүзини көрсәткән. У 390 литр суни әң есил шарапқа айландурған. У шундақ мәртлик билән шарапни тәминләп бәргән. Шундақ болғанда, бәлким, шу яш җүп шарапни кәлгүсидә ишлитәләтти яки уни сетип йеңи аилисиниң ихтисадий шараитини яхшилалатти. Бу йеңи той қилған қиз-жигит чоқум униңдин интайин миннәтдар болған!
10. Йоһан китавиниң 2-бабида қандақ муһим бәзи тәпсилатлар бар? (Рәсимгиму қараң.)
10 Йоһан китавиниң 2-бабидики бәзи муһим тәпсилатлар һәққидә ойлинип көрәйли. Диққәт қилған болсиңиз, Әйса таш қачиларға өзи су толдурғанму? Башқиларниң диққитини өзигә тартишниң орниға, у хизмәтчиләргә су толдурушқа буйриған (6, 7-айәтләр). Суни шарапқа айландурғандин кейин, Әйса өзи шарапни елип, зияпәткә риясәтчилик қилғучиға елип бармиған. Әксичә, у хизмәтчиләргә шундақ қилишини ейтқан (8-айәт). Әйса җәзмән бир қәдәһкә шарап елип, меһманларниң алдида егиз көтирип: «Мән ясиған бу шарапниң тәмини тетип беқиңлар!»— дәп махтанмиған.
11. Әйсаниң мөҗүзисидин немиләрни үгинәләймиз?
11 Әйса Мәсиһниң суни шарапқа айландуруш мөҗүзисидин немиләрни үгинәләймиз? Кәмтәрлик һәққидә үгинәләймиз. У өз мөҗүзиси билән махтанмиған. Әмәлийәттә, у һечқачан өзи қилған һечбир иши үчүн махтинип баққан әмәс. Әксичә, у кәмтәрлик билән қайта-қайта барлиқ шан-шәрәп вә махташларни өз Атисиға бәргән (Йоһ. 5:19, 30; 8:28). Әгәр Әйсани үлгә қилип, өзүмизни кәмтәр тутсақ, өзүмизниң қилған һәрқандақ ишидин махтанмаймиз. Мәйли Йәһваға қандақ хизмәт қилишимиздин қәтъийнәзәр, өзүмиз һәққидә әмәс, бәлки У бизни ериштүргән хизмәт қилиш имтиязи билән махтинайли (Йәр. 9:23, 24). Биз Худаға лайиқ шан-шәрәпни Униңға беришимиз керәк. Әслидә, Йәһваниң ярдимисиз һечбир ишни оңушлуқ қилалмаймиз (Кор. 1-х. 1:26—31).
12. Әйсани үлгә қилишниң йәнә бир йоли қайси? Мисал кәлтүрүң.
12 Әйсаниң кәмтәрлигини үлгә қилишниң йәнә бир йолини көрүп бақайли. Мундақ бир вәзийәтни тәсәввур қилип беқиң. Бир ақсақал яш хизмәт ярдәмчисиниң тунҗа аммивий нутуғини тәйярлишиға ярдәм беришкә көп вақит чиқарған. Нәтиҗидә, яш жигит кишини хошал қилидиған нутуқ сөзләп, җамаәтни сөйүндүргән. Жиғилиштин кейин бири әшу ақсақалниң қешиға келип: «Бу яш бурадәр шундақ яхши бир нутуқ сөзлиди. Шундақ әмәсму?»— дәп ейтиду. Ақсақал: «Шундақ, мән униң нутуқ тәйярлиши үчүн нурғун вақтимни сәрип қилип ярдәм бәрдим» дәмду? Яки у кәмтәрлик билән: «Шундақ. Һәқиқәтән, яхши нутуқ сөзлиди. Мән униңдин пәхирлинимән!»— дәмду? Кәмтәр болсақ, башқиларға қилған яхшилиғимизни тилға елип, махтинишимизниң һаҗити йоқ. Йәһва Худа қиливатқан ишимизни көридиғанлиғини вә уни қәдирләйдиғанлиғини билип, буниңдин қанаәт һис қилимиз (Мәтта 6:2—4ни селиштуруң; Ибр. 13:16). Шуниңға ишинимизки, кәмтәрлик билән Әйсани үлгә қилсақ, Йәһваниң көңлини хурсән қилимиз (Пет. 1-х. 5:6).
ИЧ АҒРИТИП ҺИСДАШЛИҚ ҚИЛИШНИ ҮГИНИШ
13. Әйса Наин дегән шәһәргә йеқин җайда немини көргән вә у немә қилди? (Луқа 7:11—15)
13 Луқа 7:11—15ни оқуң. Әйсаниң вәз хизмити йерим болғанда, йүз бәргән бир вақиәни тәсәввур қилип көрүң. У Наин шәһиригә барған еди. Бу шәһәр Җәлилийә өлкисидики Шунәм дегән шәһәрдин жирақ әмәс еди. Шу шәһәрдә шуниңдин тәхминән 900 жил илгири Елиша пәйғәмбәр бир аялниң оғлини тирилдүргән еди (Пад. 2-яз. 4:32—37). Әйса шәһәр дәрвазисиға йеқинлашқанда, дәпнә мәрасими билән шәһәрдин чиқиватқан кишиләрни көргән. Бу кишиниң ичини интайин ечиштүридиған бир көрүнүш еди. Чүнки тул аял ялғуз балисидин айрилип қалған. Бирақ жиға-зар қиливатқан ана ялғуз әмәс еди. Униң билән шәһәрдин зор бир топ халайиқ чиқивататти. Әйса у бир топ кишиләрни тохтитип, әшу қайғуға чөмгән ана үчүн әҗайип бир ишни қилған, йәни униң оғлини өлүмдин тирилдүргән. Бу Муқәддәс китапта ениқ хатириләнгән тирилдүрүш һәққидики 3 үзүндиниң бири еди.
14. Луқа китавидики 7-бабида қандақ бәзи муһим тәпсилатлар тилға елинған? (Рәсимгиму қараң.)
14 Луқа китавиниң 7-бабидики бәзи муһим тәпсилатларни муһакимә қилип бақайли. Диққәт қилған болсиңиз, Әйса қайғу-һәсрәткә толған анини көрүп, андин униңға ич ағритқанму? (13-айәт) Бәлким, әшу аялниң оғлиниң җиназисиға йеқин меңип жиға-зар қиливатқанлиғини көргән Әйса униңға ич ағрип һисдашлиқ қилған. Әйса пәқәт униңға ич ағритипла қалмай, һисдашлиғиниму көрсәткән. Мулайимлиқ билән шу аниниң көңлини тинчландуруш үчүн: «Жиғлимаң»,— дегән болуши мүмкин. Андин кейин, у униңға ярдәм беридиған әмәлий бир ишни қилип, оғлини тирилдүрүп, анисиға тапшурған (14, 15-айәтләр).
15. Әйсаниң мөҗүзисидин немиләрни үгинәләймиз?
15 Әйсаниң тул аялниң оғлини тирилдүрүш мөҗүзисидин немиләрни үгинәләймиз? Қайғу-һәсрәт чәккәнләргә ич ағритип, һисдашлиқ көрситишни үгинәләймиз. Биз әлвәттә, Әйсаға охшаш өлүкләрни тирилдүрәлмәймиз. Бирақ униң қилғиниға охшаш, бизму күзитиш арқилиқ йеқинидин айрилип қалған қайғу-һәсрәт чекиватқан кишиләргә һисдашлиқ қилишни үгинәләймиз. Тәшәббускарлиқ билән қолумиздин келишичә, тәсәлли сөзлирини яки башқа ишларни қилиш арқилиқ уларға ярдәм вә илһам берәләймиз d (Пәнд н. 17:17; Кор. 2-х. 1:3, 4; Пет. 1-х. 3:8). Һәтта аддий сөз-җүмлиләр вә кичик има-ишарәтләрму илһам вә тәсәлли берәләйду.
16. Бу сәһниләштүрүлгән рәсимдә, йеқинда қизидин айрилип қалған бир аниниң баштин өткүзгәнлиридин немини үгинәләймиз?
16 Бир мисални көрүп бақайли. Бирнәччә жил илгири җамаәт жиғилишта нахша ейтиватқанда, бир қериндаш қарши тәрәптә жиғлаватқан бир анини байқиған. Бу нахшида қайта тирилиш үмүти тилға елинған вә әшу ана йеқиндила кичик қизидин айрилип қалған еди. Буни билгән қериндаш дәрһал униң қешиға берип, уни қучақлап, нахшини бирликтә ейтип түгәткән. Әшу ана кейин әсләп мундақ дәйду: «Қериндашларниң сөйгү-муһәббәткә толғанлиғини һис қилдим». У өзиниң җамаәт жиғилишиға кәлгәнлигидин интайин миннәтдар болған. У йәнә мундақ дегән: «Дәл бу йәрдә, ибадәт жиғилишида, биз ярдәмгә еришәләймиз». Шуниңға ишинәләймизки, Йәһва роһий езилгәнләргә қилған аддий ишлиримиз арқилиқ көрсәткән һисдашлиғимизға диққәт қилиду вә уни қәдирләйду (Зәб. 34:18).
ӘЙСАНИҢ МӨҖҮЗИЛИРИНИ ТӘТҚИҚ ҚИЛИП ҮГИНИШ ЕТИҚАДИМИЗНИ КҮЧӘЙТИДУ
17. Бу мақалидә немиләрни үгәндуқ?
17 Муқәддәс китаптики Әйсаниң мөҗүзилири тилға елинған үзүндиләрни тәтқиқ қилип үгәнгинимиздә, иман-етиқадимизни күчәйтәләймиз. Әшу үзүндиләр Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһниң сизгә болған чоңқур сөйгүсини, Әйсаниң инсанийәтниң барлиқ қийинчилиқлирини һәл қилиш күч-қудрити барлиғини, вәдә қилинған Падишалиқниң пат йеқинда бизгә бәрикәтләрни елип келидиғанлиғини үгитиду. Үзүндиләрни тәһлил қилғинимизда, Әйсаниң пәзиләтлирини қандақ үлгә қилалайдиғанлиғимиз һәққидә ойлинимиз. Ундақта, Әйсаниң башқа мөҗүзилири һәққидә шәхсий үгиниш яки аиләвий ибадәттә чоңқур мулаһизә қилишни планини түзүп, шу бойичә тәтқиқ қилип үгиниң. Шундақ қилғиниңизда бәзи муһим һәқиқәтләрни үгинәләйсиз вә үгәнгәнлириңизни башқилар билән ортақлишип, иман-етиқатни күчәйтидиған сөһбәтләрдә болалайсиз (Рим. 1:11, 12).
18. Кейинки мақалидә немә һәққидә муһакимә қилимиз?
18 Вәз хизмити ахирлишип қалғанда, Әйса үчинчи қетим, йәни Муқәддәс китапта тилға елинған әң ахирқи қетимлиқ тирилдүрүлүш мөҗүзисини көрсәткән. Амма бу башқилириға қариғанда, алаһидә еди. Йәни у өзиниң йеқин достини адәттин ташқири алаһидә бир вәзийәттә өлүмдин тирилдүргән. Бу тирилдүрүш мөҗүзисидин немиләрни үгинәләймиз? Тирилиш үмүтигә болған ишәнчимизни қандақ күчәйтәләймиз? Кейинки мақалидә бу соал үстидә муһакимә қилимиз.
148-НАХША Йеганә Оғлуңни бәрдиң
a Әйса қаттиқ боран-чапқунни тинчландуруп, кесәлләрни сақайтқан вә өлүкләрни тирилдүргән. Униң мөҗүзилири һәққидә оқуш кишини һаяҗанландуриду. Муқәддәс китапта йезилған әшу мөҗүзиләр һәққидики үзүндиләр көңлүмизни хошал қилиш үчүн әмәс, бәлки бизгә тәлим бериш үчүн йезип қалдурулған. Бу үзүндиләрни муһакимә қилғинимизда, Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһ һәққидә иман-етиқадимизни күчәйтидиған һәқиқәтләрни үгинәләймиз вә йетилдүрүшимиз зөрүр болған Худа яқтуридиған пәзиләтләрни тонуп йетәләймиз.
b Бир Муқәддәс китапни тәтқиқ қилидиған алим чүшәндүрүп мундақ дегән: «Шәриқ мәдәнийәттә меһмандостлуқ муқәддәс бир вәзипә дәп қаралған. Саһипхан меһманларниң алдиға мол зияпәт һазирлап, уларни йәп-ичип һәтта ешип қалғичә тәминлиши керәк еди. Болупму той зияпәт дәстихинини баяшат тәйярлиши керәк еди».
c Муқәддәс китапта Әйсаниң 30дин көпирәк мөҗүзә көрсәткәнлиги ениқ тилға елинған. Униңдин башқа, у йәнә нурғун мөҗүзиләрни көрсәткән. Бирақ Муқәддәс китаптики үзүндиләрдә һәрбири айрим-айрим тилға елинмиған. Бир қетим униң йениға пүтүн шәһәрдики кишиләр кәлгән вә у нурғун кишиләрни сақайтқан еди (Марк 1:32—34).
d Қайғу-һәсрәт чәккәнләргә тәсәлли бериш үчүн немә дейәләйдиған яки қилалайдиғанлиғимизни үгинишкә ярдәм беридиған бәзи мәслиһәтләрни биливелиш үчүн «Күзитиш мунари», 2010-жил, 1-ноябрь санидики «Әйсаға охшаш азап-оқубәт чәккәнләргә тәсәлли бериң» (рус) намлиқ мақалини оқуң.
e СҮРӘТТӘ: Әйса арқа тәрәптә турғанда, тойи болған қиз-жигитниң меһманлири есил шараптин һузур еливатиду.