Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

16-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

44-НАХША Хошаллиқ билән һосул жиғимиз

Вәз хизмәттә хошаллиқ тепиң

Вәз хизмәттә хошаллиқ тепиң

«Йәһваға хошаллиқ билән хизмәт қилиңлар» (ЗӘБ. 100:2).

АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР

Бу мақалидә вәз хизмитимиздә көпирәк хошаллиқ тепишимизниң бирқанчә йоллири һәққидә муһакимә қилимиз.

1. Бәзиләр вәз ейтиш хизмитигә қандақ һис-туйғуда болиду? (Рәсимгиму қараң.)

 ХУДАНИҢ хәлқи сүпитидә биз асмандики Атимиз Йәһвани сөйүмиз вә башқиларниң У тоғрилиқ билим елип, Уни тонушиға ярдәм беришни халаймиз. Нурғун қериндашлиримиз вәз ейтиш хизмитидин һәқиқий хошаллиқ тапиду. Амма бәзиләр вәз қилишта қийнилиду. Немә үчүн? Чүнки бәзи қериндашлар интайин тартинчақ яки қайил қиларлиқ сөзләлмәймән дәп әнсирәйду. Натонуш кишиләрниң ишигини чекиштин қорқиду. Йәнә бәзилири башқиларниң аччиқлинишидин қорқуши мүмкин. Башқилири болса адәмләр билән таллаш-тартиш қилиштин сақлинишни үгәнгән. Шуңлашқа, улар Йәһвани сөйсиму, хуш хәвәрни натонуш кишиләргә ейтиштин раһәтсиз һис қилиду. Мәйли қандақ болсун, улар вәз ейтиш хизмитиниң интайин муһимлиғини билиду. Шуңа улар дайим вәз хизмитигә қатнишиду. Йәһва уларниң бу тиришчанлиғини көргәндә, чоқум хошал болиду!

Вәз қилиш ишидин қандақ хошаллиқ таписиз? (1-абзацқа қараң)


2. Әгәр вәз қилиштин хошаллиқ тапалмисиңиз, немә үчүн үмүтсизләнмәслигиңиз керәк?

2 Бәзидә сизму вәз хизмитидин хошаллиқ тепишни қийин һис қиламсиз? Әгәр шундақ болса, һәргиз үмүтсизләнмәң. Бәлким сиз өзүңизгә анчә ишинәлмәйдиғансиз. Бу сизниң башқиларниң диққитини өзүңизгә тартишни вә таллаш-тартиш қилишни халимайдиған кәмтәр адәм екәнлигиңизни көрситип бериду. Һәқиқәтән һечким башқиларниң аччиғини кәлтүрүшни халимайду. Болупму башқиларға яхшилиқ қилмақчи болғанда, техиму шундақ. Асмандики Атиңиз сиз дуч кәлгән қийинчилиқларни наһайити яхши билиду вә сизгә ярдәм беришни халайду (Йәшая 41:13). Бу мақалидә сизниң шундақ сәлбий һис-туйғуларни йеңишиңизгә вә вәз хизмитидә көпирәк хошаллиқ тепишиңизға ярдәм беридиған бәш тәвсийәни көрүп чиқимиз.

ХУДАНИҢ СӨЗИ СИЗГӘ КҮЧ БӘРСУН

3. Йәрәмия пәйғәмбәргә башқиларға вәз қилишқа немә ярдәм бәргән?

3 Қедимий заманлардин буян Худаниң сөзлиридин кәлгән күч-қувәткә тайинип, Униң хизмәтчилири көплигән мүшкүл вәзипиләрни орунлиған. Мәсилән, Йәрәмия пәйғәмбәрни алсақ, Йәһва униңға вәз қилиш вәзиписини тапшурғанда, у иккилинип қалған. Йәрәмия шундақ дегән: «Мән. . . сөзләшни билмәймән, чүнки мән бәк яш!» (Йәр. 1:6) Униң җасәрәтлик болушиға немә ярдәм бәргән? Худаниң ейтқан сөзлири униңға җасарәт бәргән. Йәрәмия мундақ дегән: «Униң сөзи жүригимдә лавулдиған оттәк болди. У сүйәклиримдә кишәнләнгән ялқунға охшап, уни тутуп, һерип қалдим» (Йәр. 20:8, 9). Гәрчә Йәрәмия вәз қилидиған кишиләр бойни қаттиқ, җаһил болсиму, амма Худаниң Йәрәмияға вәз қилиш үчүн бәргән хәвири униңға әшу вәзипини тамамлаш үчүн күч бәргән.

4. Худаниң Сөзини оқуш вә униң үстидә чоңқур ойлиниш бизгә қандақ тәсир қилиду? (Колосилиқларға 1:9, 10)

4 Әйсаниң шагиртлириму Худаниң сөзлиридин өзигә күч-қувәт алған. Әлчи Паул Колоси шәһиридики җамаәткә хәт язғанда, тоғра билимгә еришиш қериндашларни давамлиқ «барлиқ яхши ишта мевә» беришкә, йәни «Йәһваға лайиқ» яшашқа дәвәт қилидиғанлиғини ейтқан (Колосилиқларға 1:9, 10ни оқуң). Әшу яхши иш хуш хәвәрни вәз қилишни өз ичигә алиду. Шуңлашқа, биз Худаниң Сөзини оқуғанда вә униң үстидә чоңқур ойланғинимизда, Йәһваға болған ишәнчимиз техиму күчийиду вә Падишалиқ хуш хәвирини вәз қилишниң муһимлиғини техиму чоңқур чүшинип йетимиз.

5. Муқәддәс китапни оқуш вә униң үстидә чоңқур ойлинишниң қандақ пайдиси бар?

5 Худаниң Сөзидин әң яхши пайдилиниш үчүн уни алдирап-тенәп оқупла қоймай, оқуғанлиримиз үстидә чоңқур ойлинип тәтқиқ қилишқа вақит чиқиришимиз керәк. Әгәр чүшиниш қийин мәзмунға кәлсиңиз, уни атлап өтүп кәтмәң. Униң орниға «Күзитиш мунари материаллар көрсәткүчи» яки «Йәһва гувачилириниң йол көрсәткүчи» дегән издиниш қураллирини ишлитип, әшу айәт һәққидә чоңқурирақ издинип көрүң. Әгәр көпирәк вақит чиқирип тәтқиқ қилип үгәнсиңиз, Худа Сөзиниң һәқиқәт екәнлигигә болған ишәнчиңиз техиму күчийиду (Сал. 1-х. 5:21). Иман-етиқадиңиз қанчә күчәйгәнсири, үгәнгән һәқиқәтни башқиларға ейтиштин тапидиған хошаллиғиңиз шунчә көп болиду.

ВӘЗ ХИЗМИТИГӘ ЯХШИ ТӘЙЯРЛИҚ ҚИЛИҢ

6. Немә үчүн вәз хизмитигә тәйярлиқ қилишимиз керәк?

6 Вәз хизмитигә яхши тәйярлиқ қилсиңиз, хуш хәвәрни башқиларға ейтқанда, өзүңизни техиму әркин-азадә һис қилалайсиз. Һәзрити Әйса шагиртлирини вәз хизмәткә әвәтиштин бурун уларниң тәйярлиқ қилишиға ярдәм бәргән (Луқа 10:1—11). Шагиртлар Әйса пәйғәмбәрниң көрсәтмиси бойичә иш қилғачқа, улар өз хизмитини тамамлиғандин кейин интайин хошал-хорам болған (Луқа 10:17).

7. Вәз хизмитигә қандақ тәйярлиқ қилалаймиз? (Рәсимгиму қараң.)

7 Биз вәз хизмитигә қандақ тәйярлиқ қилалаймиз? Биз қандақ қилип һәқиқәтни өз сөзүмиз билән ениқ ипадиләп берәләйдиғанлиғимизни ойлап көрүшимиз керәк. Йәнә биз яшаватқан райондики кишиләрниң сөзүмизгә қандақ инкасларни қайтуруши мүмкинлиги вә уларға қандақ җавап қайтурсақ болидиғанлиғи һәққидә ойлап көрсәк болиду. Андин биз башқилар билән параңлашқанда, өзүмизни әркин-азадә тутуш, күлүмсирәш вә достанә болушни унтуп қалмаслиғимиз лазим.

Тәйярлиқ қилишқа вақит чиқириш (7-абзацқа қараң)


8. Әлчи Паул немә үчүн Мәсиһ әгәшкүчилирини лайдин ясалған сапал қачиларға охшатқан?

8 Әлчи Паул: «Бу ғәзнә биздә сапал қачиларда болуватмақта»,— дегинидә, у бир охшитиш арқилиқ вәз хизмитидики ролимизни тәсвирлигән (Кор. 2-х. 4:7). Бу ғәзнә немә? Ғәзнә болса — һаятни қутқузидиған Падишалиқ хуш хәвирини йәткүзүш иши (Кор. 2-х. 4:1). Ундақта лайдин ясалған сапал қача немә? Сапал қача — хуш хәвәрни йәткүзгән Худа хизмәтчилири. Паулниң заманида содигәрләр йемәклик, һарақ-шарап вә пул қатарлиқ қиммәтлик нәрсиләрни сапал қачиларға селип тошуған еди. Худди шуниңға охшаш Йәһва Худа хуш хәвәрни вәз қилиштәк қиммәтлик бир вәзипини бизгә тапшурған. Униң ярдимидә биздә бу хәвәрни садақәтмәнлик билән җакалашта муһтаҗ болидиған күч-қувәткә еришәләймиз.

ҖАСАРӘТ БИЛӘН ДУА ҚИЛИҢ

9. Инсандин қорқуш һис-туйғусини қандақ йеңәләймиз? (Рәсимгиму қараң.)

9 Бәзи вақитларда биз инсанларниң қаршилиғиға учраштин қорқушимиз мүмкин. Бундақ қорқунучни қандақ йеңәләймиз? Әлчиләргә вәз ейтмаслиқни буйриғанда, уларниң Худаға қандақ дуа қилғанлиғини ойлап көрүң. Улар қорқуп, вәз ейтишни тохтитишниң орниға, Йәһваға дуа қилип: «Сөзүңни ейтиш үчүн қуллириңға җасарәт бәргин»,— дәп өтүнгән. Йәһва дәрһал уларниң дуасиға җавап бәргән (Әлч. 4:18, 29, 31). Әгәр бәзидә инсандин қорқуп вәз қилиштин әнсирисәк, бизму Йәһвадин ярдәм сорап дуа қилишимиз керәк. Йәһвадин инсанларға болған сөйгү-муһәббитиңизни күчәйтишни өтүнүп сораң. Шундақ болғанда, инсандин қорқуш һис-туйғусини йеңип, җасарәт билән адәмләргә хуш хәвәрни ейталайсиз.

Җасарәт тиләп дуа қилиш (9-абзацқа қараң)


10. Йәһва Худа бизгә Өзи һәққидә гувалиқ беришкә қандақ ярдәм бериду? (Йәшая 43:10—12)

10 Йәһва Худа бизни Өзиниң гувачилири болушқа тәйинлигән вә бизгә җасарәт беридиғанлиғини вәдә қилған (Йәшая 43:10—12ни оқуң). Йәһва бизгә қайси төрт усул билән ярдәм беридиғанлиғини көрүп бақайли. Биринчи, биз хуш хәвәрни йәткүзгәндә, Әйса Мәсиһ биз билән биллә болиду (Мәт. 28:18—20). Иккинчи, Йәһва пәриштиләрни ишлитип, бизгә ярдәм бериду (Вәһ. 14:6). Үчинчи, Йәһва биз үгәнгән һәқиқәтни есимизгә елишқа ярдәм беридиған муқәддәс роһини бериду (Йоһ. 14:25, 26). Төртинчи, Йәһва биз билән бирликтә мөрини мөригә тирәп, хизмәт қилидиған етиқатдашларни бәргән. Йәһва Худаниң вә әзиз қериндашлиримизниң қоллап-қувәтлиши билән биз җүръәтлик һалда вәз хизмитимизни давамлаштуралаймиз.

БАШҚИЛАРНИҢ ӘҺВАЛИНИ НӘЗӘРГӘ ЕЛИҢ ВӘ ИҖӘБИЙ КӨЗҚАРАШНИ САҚЛАҢ

11. Вәз қилғанда, техиму көп адәмләрни қандақ учриталайсиз? (Рәсимгиму қараң.)

11 Кишиләр анда-санда ишикни ачқанда, роһиңиз чүшүп үмүтсизлинәмсиз? Өзүңиздин шундақ сорап көрүң: Мошу вақитта мәһәллидики кишиләр қәйәрдә болиду? (Әлч. 16:13) Улар ишқа яки базарға кәткән болса, техиму көп адәмләр билән учришиш үчүн кочида вәз қиламсиз? Джошуа исимлиқ бир бурадәр мундақ дәйду: «Мән сода-сарайларда яки машина тохтитиш мәйданлирида вәз ейтишниң маңа көп кишиләр билән параңлишиш пурсити яритип беридиғанлиғини байқидим». У вә аяли Бриджит йәнә таң сәһәрдә вә кәчқурун, шуниңдәк йәкшәнбә чүштин кейин вәз қилғанда, адәмләрниң көпирәк өйдә болидиғанлиғини байқиған (Әфәс. 5:15, 16).

Вәз қилиш вақтиңизни вә җайни өзгәртиң (11-абзацқа қараң)


12. Адәмләрниң немигә ишинидиғанлиғи яки немигә көңүл бөлидиғанлиғини қандақ чүшинәләйсиз?

12 Әгәр адәмләр биз йәткүзгән хуш хәвәргә анчә қизиқиш көрсәтмисә, уларниң немигә ишинидиғанлиғи яки немигә көңүл бөлидиғанлиғини чүшинишкә тиришиң. Джошуа вә Бриджит кишиләр билән параңлашқанда, варақчиниң мавзусидики соални ишлитиду. Мәсилән, улар «Сиз Муқәддәс китап һәққидә немә ойлайсиз?» дегән варақчини ишлитип мундақ дәп сорайду: «Бәзи адәмләр Муқәддәс китапни Худадин кәлгән китап дәп қариса, йәнә бәзилири ундақ әмәс дәп қарайду. Сиз қандақ қарайсиз?» Улар шундақ қилғанда, һемишәм сөһбәт давам қилған.

13. Адәмләр биз ейтиватқан хуш хәвәргә қулақ салмиса, немә үчүн биз бәрибир мәхситимизгә йетәләймиз дәп ейтишқа болиду? (Пәнд-нәсиһәтләр 27:11)

13 Адәмләр биз ейтиватқан хуш хәвәргә қулақ салмиған һаләттиму бәрибир мәхситимизгә йетимиз. Немә үчүн? Сәвәви биз Йәһва Худа вә Униң Оғли буйриған ишни қиливатимиз, йәни гувалиқ бериватимиз (Әлч. 10:42). Әгәр биз вәз қилғанда, сөзлишидиған адәмни тапалмисақ яки бирлири сөзлиримизни аңлашни рәт қилса, биз йәнила хошал болалаймиз. Чүнки биз асмандики Атимизни хошал қилидиған ишни қиливатқанлиғимизни билимиз (Пәнд-нәсиһәтләр 27:11ни оқуң).

14. Әгәр қериндашлар һәқиқәткә қизиқиш көрсәткән бирини тапса, немә үчүн бизму хошал болалаймиз?

14 Әгәр қериндашлар һәқиқәткә қизиқиш көрсәткән бирини тапса, бизму хошал болалаймиз. «Күзитиш мунари» журналида жүтүп кәткән балини издәш һәққидә бир мисал кәлтүрүлгән. Биз вәз ейтишқа чиққанда, бир йоқап кәткән балини издәватқан бир топ кишиләргә охшаш болумиз. Көплигән кишиләр балини издәйду, улар бир җайдин кейин йәнә бир җайни издәп чиқиду. Бала тепилғанда, балини тапқан адәмла әмәс, һәммиси хошал болиду. Худди шуниңға охшаш гувалиқ берип, шагирт тәйярлаш иши бир топ кишиләрниң тиришчанлиғи билән болиду. Буниңға һәммә адәм қатнишиши керәк. Шуңа җамаәттики һәрбир киши биз вәз қилидиған районда адәмләргә хуш хәвәр йәткүзүшкә ярдәм бериши керәк. Әгәр йеңи бир киши җамаәт жиғилишиға қатнишишни башлиса, һәммиси тәң хошал болиду.

ДИҚҚИТИҢИЗНИ ЙӘҺВАНИ ВӘ ИНСАНЛАРНИ СӨЙҮШКӘ ҚАРИТИҢ

15. Мәтта 22:37—39 айәтләрни әмәлий қоллиниш вәз хизмитидә қизғинлиғимизни техиму ашурушқа қандақ ярдәм берәләйду? (рәсимгиму қараң.)

15 Әгәр диққитимизни Йәһвани вә инсанларни сөйүшкә қаратсақ, вәз хизмитидә қизғинлиғимизни техиму ашуралаймиз (Мәтта 22:37—39ни оқуң). Йәһва Униңға чин қәлбимиздин хизмәт қилғинимизни вә кишиләрниң Муқәддәс китап үгинишкә башлиғанлиғини көргәндә, Униң қанчилик хошал болидиғанлиғини тәсәввур қилип беқиң. Йәнә бир адәм һәқиқәтни қобул қилса, униң мәңгүлүк һаятқа еришиш пурсити болидиғанлиғи һәққидә ойлап көрүң (Йоһ. 6:40; Тим. 1-х. 4:16).

Диққитимизни Йәһва Худа вә инсанларға болған сөйгү-муһәббитимизгә қаритиш вәз хизмитидә хошаллиғимизни техиму ашуриду (15-абзацқа қараң)


16. Өйдин чиқалмай қалсақ, қандақ қилип вәз хизмитидин хошаллиқ тапалаймиз? Мисалларни кәлтүрүң.

16 Мәлум сәвәпләр түпәйли сиз өйдин чиқалмай қаламсиз? Әгәр шундақ вәзийәттә болсиңиз, Йәһваға вә инсанларға болған муһәббитиңизни көрситиш үчүн немиләрни қилалишиңиз мүмкинлиги һәққидә ойлинип көрүң. Самуил билән Данийә исимлиқ қериндашлар таҗсиман 19 тарқилишчан вируси мәзгилидә өйигә солинип қалған. Әшу қийин вақитларда улар дайим телефон қилиш вә хәт йезиш арқилиқ вәз хизмитигә қатнашқан. Һәмдә Zoom арқилиқ Муқәддәс китап тәтқиқ үгинишини өткүзгән. Самуил рак кесили сәвәплик дохтурханиға давалинишқа барғанда, у өзи учратқан кишиләргә гувалиқ бәргән. У мундақ дәйду: «Қийинчилиқлар бизни һис-туйғу вә җисманий җәһәттин чарчитип, иман-етиқадимизни тәвритип қоюши мүмкин. Шуңа биз Йәһваға хизмәт қилиштин хошаллиқ тепишимиз керәк». Бу қийин мәзгилдә Данийә жиқилип чүшүп, үч ай каравәттә орун тутуп йетип қалған. Андин алтә ай чақлиқ орундуқта олтарған. У мундақ дәйду: «Мән күчүмниң йетишичә қилалайдиған ишларни қилишқа тириштим. Мени йоқлап кәлгән тиббий хадимларға гувалиқ бәрдим. Өйүмизгә нәрсә-керәкләрни әкелидиған кишиләр билән параңлаштим. Мән йәнә бир давалаш үскүнлирини сатидиған ширкәтниң вәкили билән телефонда Муқәддәс китап һәққидә сөһбәтләрни өткүздүм». Гәрчә Самуил билән Данийәниң әһвали асан болмисиму, улар пүтүн күчи билән қолидин келишичә тиришчанлиқ көрсәткән вә униңдин хошаллиқ тапқан.

17. Бу мақалидә көрүп чиққан тәвсийәләрдин әң яхши үнүмгә еришиш үчүн немә қилалаймиз?

17 Биз мошу мақалидә оттуриға қоюлған тәвсийәләрни бирликтә ишләтсәк, шундила әң яхши үнүмгә еришәләймиз. Мәсилән, биз бир тамақни әткәндә, тамаққа керәклик көктатлар вә тетитқуларни тәйярлап қойсақ, уларни бирләштүрүп ишләткәндә, мәзилик бир тамақни етәләймиз. Худди шуниңдәк бу мақалидә үгинип өткән бәш тәвсийәни әмәлий қоллансақ, сәлбий һис-туйғуларни йеңип, вәз хизмәттә техиму көп хошаллиқ тапалаймиз.

ТӨВӘНДИКИ ТӘВСИЙӘЛӘРНИ ӘМӘЛИЙ ИШЛИТИШ ВӘЗ ХИЗМИТИДӘ КӨПИРӘК ХОШАЛЛИҚ ТЕПИШИҢИЗҒА ҚАНДАҚ ЯРДӘМ БЕРӘЛӘЙДУ?

  • Тәйярлиқ қилишқа вақит чиқириш

  • Җасарәт тиләп дуа қилиш

  • Диққитиңизни Йәһва Худа вә инсанларға болған сөйгү-муһәббитиңизгә қаритиш

1-НАХША Йәһваниң есил пәзиләтлири