Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

15-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

18-НАХША Худаниң чин муһәббити

Йәһваниң тәшкилатиға болған ишәнчиңизни күчәйтиң

Йәһваниң тәшкилатиға болған ишәнчиңизни күчәйтиң

«Араңларда рәһбәрликни бойниға алидиғанларни есиңларда тутуңлар» (ИБР. 13:7).

АСАИЙ ОЙ-ПИКИР

Йәһваниң тәшкилатиға һәрдайим һөрмәт көрситиш вә униңға ишиниш үчүн немә қилишимиз керәклигини үгинимиз.

1. Йәһва Худаниң биринчи әсирдики хизмәтчилири қандақ тәшкилләнгән еди?

 ЙӘҺВА Өз хәлқигә вәзипә тапшурғанда, уларниң әшу тапшурулған ишни тәшкиллик вә тәртиплик һаләттә орунлишини халайду (Кор. 1-х. 14:33). Мәсилән, Йәһваниң ирадиси болса Падишалиқ хуш хәвирини дунияниң һәрқайси җайлириға йәткүзүш (Мәт. 24:14). Йәһва Худа бу хизмәткә йетәкчилик қилишни Әйса Мәсиһкә тапшурған. Әйса бу хизмәтниң тәшкиллик елип берилишигә капаләтлик қилған. Биринчи әсирдә һәрқайси җайларда җамаәтләр қурулғанда, ақсақаллар җамаәткә йетәкчилик қилиш вә уларға йол көрситиш үчүн тәйинләнгән (Әлч. 14:23). Биринчи әсирдә Йерусалимдики әлчиләр вә бәзи ақсақаллардин қурулған бир ақсақаллар кеңиши қарарларни чиқарған. Барлиқ җамаәтләр бу бир топ ақсақалларниң чиқарған қарарлири бойичә иш қилған (Әлч. 15:2; 16:4). Бу тапшурулған көрсәтмиләргә бойсунуш нәтиҗисидә «җамаәтләр көпийип, етиқатта мустәһкәмләнди» (Әлч. 16:5).

2. 1919-жилдин башлап, Йәһва Худа Өз хәлқини қандақ йетәкләп келиватиду вә роһий озуқлуқлар билән тәминләватиду?

2 Йәһва бүгүнки күндиму Өз хәлқини давамлиқ тәшкилләйду. 1919-жилдин башлап, Әйса Мәсиһ Худаниң көрсәтмиси бойичә майланған кичик бир топ етиқатчиларни ишлитип, вәз хизмитини тәшкиллигән вә етиқатчиларниң иман-етиқадини күчәйтидиған роһий озуқлуқлар билән тәминлигән a (Луқа 12:42). Ениқки, Йәһва шу кичик бир топниң хизмитини бәрикәтлигән (Йәшая 60:22; 65:13, 14).

3, 4. а) Тәшкиллинишниң қандақ пайдилиқ тәрәплири бар? Мисал кәлтүрүң. ә) Бу мақалидә немини муһакимә қилимиз?

3 Әгәр биз тәшкилләнмигән болсақ, Әйса Мәсиһ бизгә тапшурған ишни орунлалмиған болаттуқ (Мәт. 28:19, 20). Ойлап көрүң: йетәкчилик қилған бурадәрләр вәз ейтидиған районларни тәртиплик орунлаштурмиған вә һәммә адәм өзи халиған җайда вәз қилған болса, нәтиҗиси қандақ болатти? Бәзи районларда охшимайдиған вәз ейтқучилар қайта-қайта вәз қилиши вә башқа районларда вәз қилиш ишиға сәл қарилип қалатти. Тәшкилләшниң биз үчүн йәнә қандақ пайдилиқ тәрәплири барлиғини ойлап көрүң.

4 Әйса йәр йүзидә болғанда, өз шагиртлирини тәшкиллигән. Бүгүнки күндиму у бизни тәшкилләп, өзи қалдурған үлгигә әгишишкә йетәкләйду. Бу мақалидә Әйсаниң қалдурған үлгисини вә шу үлгигә тәшкилатимиз қандақ әгишип кетиватқанлиғини муһакимә қилимиз. Биз йәнә Йәһваниң тәшкилатиға болған ишәнчимизни қандақ көрситәләйдиғанлиғимизни мулаһизә қилимиз.

ТӘШКИЛАТИМИЗ ӘЙСАНИҢ ҮЛГИСИГӘ ӘГИШИДУ

5. Әйсаниң үлгисигә әгишип, тәшкилатимиз немә иш қилиду? (Йоһан 8:28)

5 Әйса немә қилиш вә немә дейишни асмандики Атисидин үгәнгән. Әйсаниң қалдурған үлгисигә әгишип, тәшкилатимиз Худаниң сөзи асасида, бизниң тоғра-хатани билишимизгә ярдәм бериду вә турмушимизда көрсәтмиләрни йәткүзүп бериду (Йоһан 8:28ни оқуң; Тим. 2-х. 3:16, 17). Худаниң тәшкилати дайим бизгә Худа Сөзини оқуш вә уни әмәлий ишлитиш һәққидә әскәртишләрни берип туриду. Ундақта бу нәсиһәткә әмәл қилсақ, биз үчүн қандақ пайдиси бар?

6. Нәшрий материаллиримизниң ярдимидә Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип үгинишиниң қандақ пайдиси бар?

6 Биз Муқәддәс китапқа асасланған нәшрий материаллиримизниң ярдимидә Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип үгинишниң биз үчүн көп пайдиси бар. Мәсилән, бир тәрәптин Муқәддәс китапта немә дейилгәнлигини оқуп, йәнә бир тәрәптин Худаниң тәшкилати бәргән көрсәтмилирини оқуп, бир-бирини селиштуруш арқилиқ Худа тәшкилати чиқарған көрсәтмиләрниң Муқәддәс китапқа асасланғанлиғини көрүп йетәләймиз. Бундақ қилиш Йәһваниң тәшкилатиға болған ишәнчимиз техиму күчийиду (Рим. 12:2).

7. Әйса Мәсиһ қандақ хәвәрни вәз қилған вә бүгүнки күндә Йәһваниң тәшкилати уни қандақ үлгә қилиду?

7 Әйса Мәсиһ «Худаниң Падишалиғи һәққидики хуш хәвәрни» җакалиған (Луқа 4:43, 44). У йәнә өз шагиртлирини Падишалиқ хуш хәвирини вәз қилишқа буйриған (Луқа 9:1, 2; 10:8, 9). Бүгүнки күндә Йәһваниң тәшкилатидики барлиқ кишиләр, мәйли қәйәрдә яшисун вә тәшкилатта қандақ җавапкарлиқни өз үстигә алған болсун, һәммиси Худа Падишалиғи һәққидики хуш хәвәрни җакалайду.

8. Биз қандақ шан-шәрәпкә егә?

8 Биз Худа Падишалиғи һәққидики хуш хәвәрни башқиларға йәткүзүшни шан-шәрәп дәп қараймиз. Бу хизмәтни қилишқа һәммила адәм лаяқәтлик болмайду. Мәсилән, Әйса йәр йүзидә болғанда, яман роһларниң у тоғрилиқ гувалиқ беришигә йол қоймиған (Луқа 4:41). Бүгүнки күндиму бир адәм Йәһваниң хәлқи билән бирликтә вәз ейтишқа қатнишиштин илгири, чоқум вәз қилиш лаяқитигә еришиши керәк. Биз вәз ейтиш шан-шәривини қәдирлигинимиздә, һәр вақит, һәр җайда башқиларға гувалиқ беримиз. Һәммимиз Әйсаға охшаш, Худа Падишалиғиниң хуш хәвәр уруғини кишиләрниң қәлбигә теришни вә уни суғуруп турушни халаймиз. Шундақ болғанда, шу кишиләрниң қәлбидә әшу уруқ йилтиз тартип бих чиқириду (Мәт. 13:3, 23; Кор. 1-х. 3:6).

9. Тәшкилат Худаниң исмини башқиларға қандақ билдүриду?

9 Әйса Мәсиһ Худаниң исмини башқиларға билдүргән еди. Һәзрити Әйса асмандики Атисиға дуа қилғанда: «Сениң исмиңни мән уларға аян қилдим»,— дегән еди (Йоһ. 17:26). Йәһва Худаниң тәшкилати Әйса Мәсиһни үлгә қилип, барчә амаллар билән башқиларниң Худаниң исмини тонушиға ярдәм бериду. Муқәддәс китапниң «Йеңи Дуния тәрҗимиси» Худаниң исмини өз орниға қоюш арқилиқ шу исимни тонутушта муһим роль ойнимақта. Һазир Муқәддәс китапниң «Йеңи Дуния тәрҗимиси» пүтүнләй яки мәлум қисми 270тин артуқ тилға тәрҗимә қилинған. Бу тәрҗиминиң А4 вә А5 қошумчә мәлумат қисмидин Худа исминиң әсли орниға қоюлуши билән мунасивәтлик бәзи мәлуматларни тапалайсиз. Униңдин башқа «Йеңи Дуния тәрҗимисиниң» грекчә Язмилар қисмида Худаниң исми җәми 237 қетим ишлитилиши керәклиги тоғрилиқ көплигән дәлил-испатлар көрситилгән.

10. Мьянмида яшайдиған бир аялниң тәҗрибисидин немини үгинимиз?

10 Әйсаға охшаш бизму мүмкинқәдәр көпирәк кишиләрниң Худаниң исмини билишигә ярдәм беришни халаймиз. Мьянмида яшайдиған 67 яшлиқ бир аял Худаниң исми барлиғини билгәндин кейин жиғлап туруп мундақ дегән: «Мән һаятимда тунҗа қетим Худаниң исми Йәһва екәнлигини билдим. Бу һаятимда үгәнгән әң муһим нәрсә». Шу вақиә Худаниң исмини билиш сәмимий кишиләрниң қәлбигә қанчилик чоңқур тәсир қилидиғанлиғини көрситип бериду.

ТӘШКИЛАТИМИЗҒА ДАВАМЛИҚ ИШӘНЧ ҚИЛИҢ

11. Ақсақаллар Худаниң тәшкилатиға болған миннәтдарлиғини қандақ көрситәләйду? (Рәсимгиму қараң.)

11 Ақсақаллар Худаниң тәшкилатиға болған ишәнчисини қандақ көрситәләйду? Буниң бир усули — көрсәтмиләрни тапшуруп алғанда, ақсақаллар уни әстаидил оқуп, андин пүтүн күчи билән әшу көрсәтмиләр бойичә иш қилиш керәк. Мәсилән, көрсәтмиләр жиғилишларниң һәрбир бөлигини қандақ өткүзүш вә җамаәттә қандақ дуа қилишла әмәс, бәлки Мәсиһниң падилириға қандақ ғәмхорлуқ қилишниму өз ичигә алиду. Әгәр ақсақаллар әстаидиллиқ билән тәшкилатниң бу көрсәтмилиригә әгәшсә, қериндашлар Йәһваниң уларни сөйидиғанлиғи вә уларға ғәмхорлуқ қилидиғанлиғини һис қилалайду.

Ақсақаллар бизгә Йәһваниң тәшкилати бериватқан көрсәтмигә ишинишкә ярдәм бериду (11-абзацқа қараң) b


12. а) Немә үчүн йетәкчилик қилидиғанлар билән һәмкарлишишимиз керәк? (Ибранийларға 13:7, 17) ә) Немә үчүн диққитимизни йетәкчилик қилидиғанларниң яхши пәзиләтлиригә қаритишимиз керәк?

12 Ақсақаллар бизгә көрсәтмиләрни бәргәндә, униңға хошаллиқ билән бойсунушимиз керәк. Шундақ қилиш арқилиқ йетәкчилик қилидиған бурадәрләрниң өз вәзиписини техиму асанирақ орунлишиға ярдәм беримиз. Муқәддәс китап бизни йетәкчилик қилидиғанларға итаәтчан болуп, бойсунушқа үндәйду (Ибранийларға 13:7, 17ни оқуң). Бу бәзидә асанға чүшмәйду. Немә үчүн? Чүнки бу кишиләр намукәммәл, бирақ биз һәрдайим диққитимизни уларниң артуқчилиқлириға әмәс, камчилиқлириға қаратсақ, Худаниң дүшминигә ярдәм қилған болимиз. Немишкә бундақ дәймиз? Чүнки бундақ қилиш Худаниң тәшкилатиға болған ишәнчимизни аҗизлаштуриду. Бу дәл дүшмәнниң йәтмәкчи болған мәхсити. Буниңдин башқа, дүшмән тарқатқан ялған-явдақлардин еһтият қилишимиз керәк. Ундақта униң ялғанчилиқлирини қандақ байқалаймиз вә униңға ишинип кетиштин сақлиналаймиз?

БАШҚИЛАР ИШӘНЧИҢИЗНИ АҖИЗЛАШТУРИВӘТМИСУН

13. Қандақ қилип Худаниң дүшмәнлири Униң тәшкилатиниң қилған яхши ишлирини яман көрситиду?

13 Худаниң дүшмәнлири Униң тәшкилатиниң қилған яхши ишлирини яман көрситип, яхши билән яманни арилаштуриветишкә тиришиватиду. Мәсилән, биз Муқәддәс Язмилардин Йәһваниң Өз хизмәтчилириниң җисманий, әхлақий вә роһий җәһәттин пак болушини халайдиғанлиғини үгәндуқ. Муқәддәс китапта пушайман қилишни халимай, давамлиқ напак ишларни қилғанларни җамаәттин чиқириветиш тәләп қилинған (Кор. 1-х. 5:11—13; 6:9, 10). Бизниң тәшкилатимиз бу муқәддәс буйруққа әмәл қилиду, амма бизгә қарши чиққучилар буни баһанә-сәвәп қилип, бизни бағри таш, меһир-шәпқәтсиз, ақ көңүл әмәс дәп әйипләйду.

14. Тәшкилатимиз тоғрисидики барлиқ ялған-явдақ сөзләрни тарқитиватқан пәрдә арқисидики дүшмән ким?

14 Мошу һуҗумни тәшкиллигән пәрдә арқисида турған дүшмәнни тонуп йетиң. Тәшкилатимиз тоғрисидики барлиқ ялған-явдақ сөзләр әмәлийәттә «ялғанчилиқниң атисидур» Шәйтандин кәлгән (Йоһ. 8:44; Ярит. 3:1—5). Шуңа Шәйтан өз қоллиғучилиридин пайдилинип, Йәһваниң тәшкилати тоғрисида төһмәтләрни қилишиду. Биринчи әсирдиму у шундақ усулни қолланған.

15. Диний рәһбәрләр Әйса Мәсиһкә вә униң әгәшкүчилиригә немиләрни қилған?

15 Биринчи әсирдә Шәйтанниң қоллиғучилири мукәммәл вә нурғун мөҗүзиләрни көрсәткән Әйса Мәсиһ һәққидә кәйни-кәйнидин ялған-явдақ сөзләрни қилип, униңға қара чаплап, һақарәтлигән. Мәсилән, диний рәһбәрләр кишиләргә Әйсаниң җинларни қоғлаш һоқуқи җинларниң һөкүмрани тәрипидин кәлгәнлигини ейтқан (Марк 3:22). Әйса сотлиниватқанда, диний рәһбәрләр уни күпүрлүк қилди дәп, әйиплигән вә кишиләрни уни өлтүрүшкә қутратқан (Мәт. 27:20). Кейин Мәсиһниң әгәшкүчилири хуш хәвәрни йәткүзгәндә, қарши чиққучилар кишиләрни уларға зиянкәшлик қилишқа қутратқан (Әлч. 14:2, 19). Күзитиш мунари 1998-жил, декабрь ейиниң, биринчи күн санида Әлчиләр 14:2-айәт һәққидә мундақ чүшәндүрүшләр йезилған: «Қарши чиққучилар хуш хәвәрни өзлири рәт қилиш биләнла тохтап қалмай, йәһудий әмәс кишиләрни Мәсиһ әгәшкүчилиригә қарши чиқишқа дәвәт қилған еди».

16. Ялған-явдақ гәп-сөзләрни аңлисақ, немини есимиздә чиң тутуш керәк?

16 Шәйтан бүгүнки күндиму ялғанчилиғини тохтитип қоймиди. У һазир йәнила пүтүн дунияни аздуриватиду (Вәһ. 12:9). Әгәр сиз Худаниң тәшкилати вә униңға йетәкчилик қиливатқан қериндашлар һәққидә ялған-явдақ гәп-сөзләрни аңлисиңиз, Худаниң дүшмәнлириниң Әйса Мәсиһ вә биринчи әсирдики шагиртлириға қандақ муамилә қилғанлиғини есиңиздә чиң тутуң. Бүгүнки күндә Худаниң хәлқи зиянкәшликкә вә һақарәткә учрайдиғанлиғи Муқәддәс китапта аллиқачан бәшарәт қилинған (Мәт. 5:11, 12). Ялғанчилиқларни тарқитиватқан пәрдә арқисидики дүшмәнни тонуп, өзүмизни қоғдаш үчүн дәрһал һәрикәт қилсақ, аздурулуп кетишидин сақлинимиз. Ундақта өзүмизни қоғдаш үчүн немә қилишимиз керәк?

17. Ялған-явдақ гәп-сөзләрниң зиянлиқ тәсиридин өзүмизни қандақ сақлалаймиз? (Тимотийға 2-хәт 1:13) ( «Ялған-явдақ әпсаниләргә қандақ инкас қайтуруш керәк?» намлиқ рамкиғиму қараң.)

17 Ялған-явдақ гәп-сөзләргә қулақ салмаң. Әлчи Паул ялған-явдақ гәп-сөзләрни аңлисақ, немә қилиш тоғрилиқ ениқ көрсәтмиләрни бәргән. У Тимотийни бәзи кишиләрни ялған һекайиләргә қулақ салмаслиққа вә бемәна әпсанә-ривайәтләрни рәт қилишқа буйриған (Тим. 1-х. 1:3, 4; 4:7). Гәрчә бир бовақ һеч немини чүшәнмәй, йәрдин бир нәрсини елип ағзиға салсиму, амма қурамиға йәткән киши мундақ ишни қилмайду, чүнки бу униң тән-сағламлиғиға зиян йәткүзүп қалидиғанлиғини билиду. Биз ялған-явдақларни тарқитиватқан пәрдә арқисидики дүшмәнни тонуған екәнмиз, униң ялғанчилиқлирини рәт қилимиз. Биз пәқәт һәқиқәтниң «сағлам» сөзлирини аңлаймиз (Тимотийға 2-хәт 1:13ни оқуң).

18. Худаниң тәшкилатиға болған миннәтдарлиғимизни қандақ көрситәләймиз?

18 Худаниң тәшкилати һәр җәһәттин Әйсани үлгә қилишқа тиришиду. Бу мақалидә биз пәқәт үч соални муһакимә қилип чиқтуқ. Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип үгәнгәндә, Худа тәшкилати йәнә қайси җәһәттә Әйсани үлгә қилидиғанлиғиға диққәт қилиң. Җамаәттики етиқатчи қериндашлириңизниң Худаниң тәшкилатиға болған ишәнчисини күчәйтишигә ярдәм бериң. Униңдин башқа, Худаға садақәтмәнлик билән хизмәт қилиш вә Униң ирадисини әмәлгә ашуридиған тәшкилатқа йеқиндин әгишиш арқилиқ, давамлиқ миннәтдарлиғиңизни көрситиң (Зәб. 37:28). Йәһваниң меһрибан вә садиқ хизмәтчилири билән биллә болуш шан-шәрипи үчүн давамлиқ миннәтдар болайли.

ҚАНДАҚ ҖАВАП БЕРИСИЗ?

  • Худаниң тәшкилати қандақ җәһәтләрдә Әйсани үлгә қилған?

  • Биз Йәһваниң тәшкилатиға болған ишәнчимизни қандақ көрситәләймиз?

  • Ялған-явдақ гәп-сөзләрни аңлисиңиз, немә қилишиңиз керәк?

42-НАХША Аҗизларға ярдәм қил

a «Пак ибадәт» (рус) дегән китапниң 102, 103-бәтлиридики «Немә үчүн 1919-жили?» дегән мақалигә қараң.

b СҮРӘТТӘ: Ақсақаллар аммивий орунларда вәз қилиш усуллирини муһакимә қилғандин кейин топқа җавапкар ақсақал қериндашларға дүмбисини тамға қаритип туруш һәққидә көрсәтмә бериватиду.