Сиз биләмсиз?
Немә үчүн Давут падишаниң қошунида чәт әлликләр хизмәт қилған?
ДАВУТНИҢ қошунида аммонлуқ Зәләк, хиттий Урия вә моаблиқ Итмаға охшаш чәт әлликләр болған a (Тар. 1-яз. 11:39, 41, 46). Буниңдин башқа, Давутниң қошунида кирәтләр, пиләтләр вә гатлиқларму хизмәт қилған (Сам. 2-яз. 15:18). Кирәтләр билән пиләтләр филистийәликләрниң йеқин туққанлири болған болуши мүмкин (Әзәк. 25:16). Гатлиқлар болса Филистийиниң Гат шәһиридә яшиған хәлиқ (Йәшуа 13:2, 3; Сам. 1-яз. 6:17, 18).
Давут немә үчүн чәт әлликләрниң өз қошунида хизмәт қилишиға рухсәт қилған? Чүнки Давут уларниң өзигә, техиму муһими Йәһва Худаға садиқ болидиғанлиғиға ишәнгән. Мәсилән, Муқәддәс китапниң бир луғитидә кирәтләр билән пиләтләр тоғрилиқ мундақ йезилған: «Давутниң һөкүмранлиғи әң қийин вәзийәтләргә чүшүп қалғанда, улар униңға садиқ болған». Улар садиқлиғини қандақ көрсәткән? Исраиллар Давутни рәт қилип, Шива исимлиқ бир ярамсиз кишиниң исияниға қошулғанда, кирәтләр билән пиләтләр Давут тәрәптә туруп, Шиваниң исиянини бастурушқа ярдәм бәргән (Сам. 2-яз. 20:1, 2, 7). Башқа бир вәзийәттә Давут падишаниң оғли Адония падишалиқ тәхтини тартивалмақчи болған. Амма кирәтләр вә пиләтләр Давутқа садиқ болуп, Йәһва таллиған Сулайманниң тәхткә олтиришиға ярдәм бәргән (Пад. 1-яз. 1:24—27, 38, 39).
Давутқа дайим садиқ болған йәнә бир чәт әллик гатлиқ Иттай еди. Давутниң оғли Абшалом хәлиқниң көңлини өзигә қаритип, атисиниң тәхтини тартивалмақчи болғанда, Иттай билән униң 600 әскири Давутни қоллап-қувәтлигән. Давут Иттайға чәт әллик болғачқа, бу урушқа қатнашмиса болидиғанлиғини ейтқан. Лекин Иттай униңға җавап берип: «Йәһва тириктур һәм тәхсирим падиша яшисун! Қәйәрдә тәхсирим болмисун, өлүмдиму яки һаятлиқтиму, шу йәрдә қулуңиз болиду»,— деди (Сам. 2-яз. 15:6, 18—21).
Кирәтләр, пиләтләр вә гатлиқлар чәт әлликләр болсиму, улар Йәһваниң һәқиқий тирик Худа екәнлигини вә Давутниң Худа тәрипидин майланған падиша екәнлигини етирап қилған. Давут шундақ садиқ кишиләрниң өзини қоллап-қувәтлигәнлигидин чоқум миннәтдар болған!
a Қанун шәрһи 23:3—6 айәтләрдә һечбир аммонлуқ яки моаблиқ Йәһваниң хәлқиниң бир әзаси болалмиған. Бирақ қаримаққа бу қанун чәт әлликләрниң пүтүнләй қанунлуқ һалда Исраил дөлитиниң пухраси болушиға йол қойған вә уларниң исраиллар билән алақидә болуши яки арилишип, яшишини чәклимигән. «Язмиларни чүшиниш» дегән китаптин «аммонлуқлар» дегән сөзлүк астидики «Исраиллар билән некалиниш» дегән мавзуни көрүң.