14-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
34-НАХША Исмимизға мас яшайли
Пишип йетилишкә қарап маңайли
«Пишип-йетилишкә алдирайли» (ИБР. 6:1).
АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР
Пишип йетилгән Мәсиһ әгәшкүчиси қандақ қилип тоғра қарарларни чиқиралайдиғанлиғи вә Худаниң ирадисигә мас ой-пикир вә иш қилалайдиғанлиғини муһакимә қилимиз.
1. Йәһва биздин немини үмүт қилиду?
АТА-АНА үчүн балисиниң сағлам туғулуши интайин хошаллинарлиқ бир иш. Улар йеңи туғулған бовақни интайин яхши көрсиму, амма униң чоң болмай, әшу бовақ һалитидә туруп қелишини халимайду. Әксинчә, вақитниң өтүшигә бовиғиниң чоң болушини халайду. Әгәр у өсүп чоң болмиса, улар әнсирәшкә башлайду. Худди шуниңға охшаш биз Әйсаниң әгәшкүчиси болуп, тунҗа қәдәмни басқинимизда, Йәһва Худа интайин хошал болиду. Амма У бизниң роһий җәһәттин бовақ һалитидә қелишимизни халимайду (Кор. 1-х. 3:1). Әксинчә, У бизниң иман-етиқатта пишип йетилгән етиқатчи болушимизни үмүт қилиду (Кор. 1-х. 14:20).
2. Бу мақалидә немини муһакимә қилимиз?
2 Пишип йетилгән етиқатчи болуш немини билдүриду? Роһий җәһәттин пишип йетилгән етиқатчиға айлиниш үчүн немә қилишимиз керәк? Қаттиқ роһий озуқлуқниң өсүп йетилишимиздә қандақ роли бар? Биз немә үчүн өзүмизгә һәддидин зиядә ишиништин сақлинишимиз керәк? Бу мақалидә мошу соалларниң җаваплирини муһакимә қилимиз.
ПИШИП ЙЕТИЛГӘН МӘСИҺ ӘГӘШКҮЧИСИ БОЛУШ НЕМИНИ БИЛДҮРИДУ?
3. Пишип йетилгән Мәсиһ әгәшкүчиси болуш немини билдүриду?
3 Муқәддәс китапта «қурамиға йәткән» дәп тәрҗимә қилинған грекчә сөзниң йәнә «пишип йетилгән», «камил» вә «толуқ» дегәндәк мәналириму бар a (Кор. 1-х. 2:6). Бир кичик бала өсүп йетилип, қурамиға йәткәнгә охшаш бизму роһий җәһәттин өсүп йетилип, иманда йетилгән Мәсиһ әгәшкүчиси болушимиз керәк. Әлвәттә биз пишип йетилгәндин кейинму давамлиқ роһий җәһәттин илгириләшни һәргиз тохтатмаслиғимиз лазим (Тим. 1-х. 4:15). Мәйли яшта чоң яки кичик болайли, биз һәммимиз иманда пишип йетиләләймиз. Бирақ бизниң пишип йетилгәнлигимизни немә көрситип бериду?
4. Иман-етиқатта пишип йетилгән кишини тәсвирләп бериң.
4 Пишип йетилгән бир етиқатчи пәқәт өзи яқтуридиғанларғила әмәс, бәлки Йәһва Худаниң барлиқ тәләплиригә бойсунуп яшайду. Намукәммәл болғачқа, бәзидә уму хаталиқ өткүзиду. Амма у һәр күни пүтүн күчи билән Худаниң ирадисигә мас ой-пикир вә иш қилишқа тиришиду. У йеңи тәбиәтни, йәни миҗәз-хулқини кийип, Йәһваға охшаш ой-пикир қилишқа давамлиқ тиришиду (Әфәс. 4:22—24). Пишип йетилгән киши қарар чиқарғанда, немә қилишни көрситип беридиған қаидиләрниң тизимлигигә муһтаҗ болмайду, чүнки у Йәһваниң қанунлири вә принциплири асасида ақиланә қарар чиқиришни үгәнгән. Буниңдин башқа, у бир қарарни чиқарғандин кейин чоқум шуниңға мас иш қилишқа тиришиду (Кор. 1-х. 9:26, 27).
5. Пишип йетилмигән Мәсиһ әгәшкүчиси қандақ хәвп-хәтәрләргә дуч келиши мүмкин? (Әфәсликләргә 4:14, 15)
5 Роһий җәһәттин бовақ һалитидә туруп қалған етиқатчи болса, наһайити асанла езиқтуридиған һийлә-микирләргә алдинип қалиду. Мәсилән, у ялған хәвәрләр, миш-миш параңлар, асассиз гәп-сөзләр, һәтта һәқиқәтни ташлап кәткәнләргә ишинип кетиши мүмкин b (Әфәсликләргә 4:14, 15ни оқуң). Бәлким у йәнә һәсәтхорлуқ, җедәл-маҗира, башқилардин рәнҗиш яки езиқтурушқа асанла майил болуши мүмкин (Кор. 1-х. 3:3).
6. Немә үчүн иманда пишип йетилиш җәриянини бовақниң җисманий җәһәттики өсүп йетилиш җәрияниға охшитишқа болиду? (Рәсимгиму қараң.)
6 Жуқурида тилға елип өткүнимиздәк, Муқәддәс Язмиларда инсанниң роһий җәһәттин өсүп йетилиши, кичик бовақниң өсүп йетилиш җәрияниға селиштурулған. Кичик бала көп ишларни чүшәнмәйду, шуңа қурамиға йәткән чоңлар уларни қоғдиши вә уларға йетәкчилик қилип туруши керәк. Мәсилән, йолдин өткәндә, бир ана кичик қизиниң қолидин тутуп йетәкләп маңиду. Қизи чоң болғанда, аниси бурунқидәк уни йетәкләп маңмайду. Амма йәнила уни диққәт қилип меңиш тоғрисида агаһландуруп туриду. Бала чоң болуп, қурамиға йәткәндин кейин у бундақ хәвп-хәтәрдин өзини сақлайду. Кичик балилар хәвп-хәтәрдин сақлиниши үчүн чоңларниң ярдимигә муһтаҗ болғинидәк, иманда техи пишип йетилмигән етиқатчиларму роһий җәһәттики хәвп-хәтәрләрдин сақлиниши вә дана қарар чиқириши үчүн дайим иманда пишип йетилгән етиқатчиларниң ярдимигә муһтаҗ болиду. Бирақ пишип йетилгән етиқатчилар қарар чиқиришқа тоғра кәлгәндә, улар Йәһва бу ишқа қандақ көзқарашта болидиғанлиғи тоғрилиқ чоңқур ойлиниш үчүн Муқәддәс китап принциплири үстидә ой-пикир жүргүзиду. Андин кейин у өзи чиқарған шу қарариға асасән иш қилиду.
7. Пишип йетилгән кишиләр башқиларниң ярдимигә муһтаҗ боламду?
7 Ундақта пишип йетилгән етиқатчилар һечқачан ярдәмгә муһтаҗ болмамду? Әлвәттә яқ. Бәзидә улар ярдәмгә муһтаҗ болғанда, билими вә тәҗрибиси мол башқа қериндашлардин ярдәм сорайду. Амма улар һәргиз техи пишип йетилмигән етиқатчилардәк башқиларниң уларға немә қилишни ейтип беришини яки өзлири үчүн қарар чиқирип беришини үмүт қилмайду. Пишип йетилгәнләр болса өзлири қарар чиқириду. Чүнки Йәһва улардин немини күтидиғанлиғини, йәни улар өзиниң жүкини өзи көтириши керәклигини билиду (Гал. 6:5).
8. Пишип йетилгән етиқатчилар қайси җәһәтләрдә бир-биридин пәриқлиниду?
8 Қурамиға йәткән кишиләр ташқи қияпитидә пәриқлиниду. Худди шуниңдәк иман-етиқатта пишип йетилгән етиқатчиларму әқил-парасәт, җасарәт, сехийлиқ вә һисдашлиқ дегәндәк пәзиләтләрни көрситиштә бир-биридин пәриқлиниду. Униңдин башқа, пишип йетилгән икки етиқатчи охшаш бир вәзийәткә дуч кәлгәндә, улар Муқәддәс китапқа зит кәлмәйдиған пәриқлиқ икки хил қарарни чиқириши мүмкин. Болупму виждан мәсилисигә дуч кәлгәндә, техиму шундақ. Шуңлашқа пишип йетилгән етиқатчилар башқиларниң өзлиридин пәриқлиқ қарарни чиқарғанлиғини әйиплимәйду, әксинчә инақ-иттипақлиқни сақлашқа тиришиду (Рим. 14:10; Кор. 1-х. 1:10).
ИМАН-ЕТИҚАТТА ӨСҮП ЙЕТИЛИШ ҮЧҮН НЕМӘ ҚИЛИМИЗ?
9. Иманда өсүп йетилиш җәрияни өзлигидин боламду? Чүшәндүрүп бериң.
9 Биз вақитниң өтүшигә әгишип, җисманий җәһәттин өсүп йетилип, яш қурамимизға йетимиз. Амма иманда өсүп йетилиш бундақ өзлигидин болмайду. Мәсилән, Коринттики қериндашлар хуш хәвәрни қобул қилған. Улар суға чөмдүрүлгән, муқәддәс роһқа еришкән вә әлчи Паулниң тәлимлиридин көп нәрсиләрни үгәнгән (Әлч. 18:8—11). Бирақ улар суға чөмдүрүлүп, бир қанчә жилдин кейин уларниң көпинчиси йәнила иман-етиқатта пишип йетилмигән еди (Кор. 1-х. 3:2). Биз шундақ әһвалда болуп қелиштин сақлиниш үчүн немә қилалаймиз?
10. Иманда пишип йетилиш үчүн немиләрни қилишимиз керәк? (Йәһуда 20)
10 Иманда пишип йетилиш үчүн биз алди билән пишип йетилиш арзу-истигини йетилдүрүшимиз керәк. «Наданлар», йәни роһий җәһәттин бовақ һаләттә қелишни халайдиғанлар һәргизму алға илгириләлмәйду (Пәнд н. 1:22). Биз җисманий җәһәттин йетилип қурамиға йәткән, амма давамлиқ ата-анисиға тайинип, уларниң қарар чиқирип беришини үмүт қилидиғанларға охшаш болушни халимаймиз. Әксинчә, биз җавапкарлиғимизни өз үстимизгә елип, иманда өсүп йетилишимиз үчүн давамлиқ тиришимиз (Йәһуда 20ни оқуң). Әгәр иманда өсүп йетилиш үчүн тиришиватқан болсиңиз, Йәһвадин сизгә шундақ арзу-истәк беришини сорап, дуа қилиң (Флп. 2:13).
11. Роһий җәһәттин өсүп йетилишимизгә немә ярдәм бериду? (Әфәсликләргә 4:11—13)
11 Йәһва биздин өз күчимизгә тайинип, иманда пишип йетилишимизни күтмәйду. У җамаәттики падичи вә тәлим бәргүчи болуп хизмәт қилидиғанларни ишлитип, роһий җәһәттин өсүп йетилишимизгә ярдәм бериду. Шу арқилиқ «Мәсиһниң толуқлиғиға хас тәрәққият өлчимигә» пишип йетәләймиз (Әфәсликләргә 4:11—13ни оқуң). Йәһва йәнә Өз муқәддәс роһи арқилиқ «Мәсиһниң әқлигә егә» болушимизға ярдәм бериду (Кор. 1-х. 2:14—16). Униңдин башқа, Худа Өз илһами билән яздурған төрт хуш хәвәр китави арқилиқ Мәсиһ қандақ ой-пикирдә болғанлиғи, гәп-сөз вә иш қилғанлиғини көрситип бәргән. Әйса Мәсиһниң ой-пикир вә иш қилиш усулини үлгә қилиш арқилиқ иман-етиқатта пишип йетилгән етиқатчи болуш мәхситигә йетәләйсиз.
ҚАТТИҚ РОҺИЙ ОЗУҚЛУҚНИҢ РОЛИ
12. «Мәсиһ һәққидики башланғуч тәлимләр» дегән немә?
12 Иман-етиқади пишип йетилгән Мәсиһ әгәшкүчиси үчүн биз йәнә «Мәсиһ һәққидики башланғуч тәлимләрни» билипла тохтап қалмай, техиму көпирәк билим елишимиз керәк. Асасий тәлимләр товва қилиш, Худаға ишиниш, суға чөмдүрүлүш вә тирилишни өз ичигә алиду (Ибр. 6:1, 2). Бу тәлимләр Мәсиһ әгәшкүчилириниң иман-етиқадиниң һул-асасидур. Шуңлашқа, әлчи Петрус Әллигинчи күн байримида көпчиликкә вәз қилғанда, уларға мошу тәлимләр һәққидә сөз қилған (Әлч. 2:32—35, 38). Биз Мәсиһниң шагирти болуш үчүн бу асасий тәлимләрни қобул қилишимиз керәк. Мәсилән, Паул қайта тирилиш тәлиматини рәт қилғанларниң Мәсиһниң һәқиқий әгәшкүчилири болалмайдиғанлиғини ейтқан (Кор. 1-х. 15:12—14). Бирақ иманда пишип йетилиш үчүн пәқәт асасий һәқиқәтләрни билиш биләнла чәклинип қалмаслиғимиз керәк.
13. Ибранийларға 5:14-айәттә тилға елинған роһий қоюқ тамақниң пайдисини көрүш үчүн немә қилишимиз керәк? (Рәсимгиму қараң.)
13 Башланғуч тәлимләрни селиштурғанда, қаттиқ роһий озуқлуқ Йәһваниң қанунлирини өз ичигә елипла қалмай, бәлки йәнә Униң қаидә-принциплириниму өз ичигә алиду. Бу қаидә-принциплар Йәһваниң ой-пикир қилиш усулини чүшинишимизгә ярдәм бериду. Бундақ қаттиқ йемәкликләрниң пайдисини көрүш үчүн биз чоқум Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип үгинишимиз, чоңқур ойлинишимиз вә турмушимизда қандақ әмәлий ишлитиш һәққидә әстаидил ойлинишимиз керәк. Шундақ қилғинимизда, Йәһвани хурсән қилидиған қарарларни чиқиришни үгинимиз c (Ибранийларға 5:14ни оқуң).
14. Әлчи Паул Коринттики етиқатчиларни пишип йетилишигә қандақ ярдәм бәргән?
14 Муқәддәс китапта ениқ бир қанун болмиған әһвал астида иманда пишип йетилмигән етиқатчиларниң тоғра қарар чиқириши қийин болиду. Бәзи кишиләр әгәр ениқ қанун болмиса, өзүмиз халиған ишни қилалаймиз дәп қарайду. Йәнә бәзиләр башқиларниң өзлири үчүн қаидә бәлгүләп беришини тәләп қилиши мүмкин. Мәсилән, Коринт шәһиридики етиқатчилар Паулдин бутқа атап қурбанлиққа сунулған йемәкликләрни йейиш яки йемәслик тоғрисида сориған. Паул уларға немә қилиш керәклигини ейтишниң орниға, һәрбир адәмниң өз вижданға асасән таллаш һоқуқи барлиғини әскәрткән. У йәнә бәзи принципларни тилға елип, һәрбир адәм виждан азави тартмайдиған вә башқиларға «путликашаң» болмайдиған қарарни чиқириши лазимлиғини көрсәткән (Кор. 1-х. 8:4, 7—9). Мошу усул арқилиқ Паул уларниң иманда пишип йетилип башқиларға яки мәлум қаидигә тайинип әмәс, бәлки Муқәддәс Язмиларни ишлитип өзлири қарар чиқиришни үгинишигә ярдәм бәргән.
15. Паул ибраний Мәсиһ әгәшкүчилириниң алға илгириләп, иманда пишип йетилишигә қандақ ярдәм бәргән?
15 Биз әлчи Паулниң ибраний Мәсиһ әгәшкүчилиригә язған хетидин интайин муһим савақларни үгинәләймиз. Уларниң бәзилири давамлиқ иманда өсүп йетилмигән, йәни уларға «һәм әнди силәргә қаттиқ [роһий] тамақ әмәс, бәлки сүт һаҗәт» керәк еди (Ибр. 5:12). Улар Йәһва Худа җамаәт арқилиқ аста-аста ашкарә қилған һәқиқәткә әгишип маңалмиған еди (Пәнд н. 4:18). Мәсилән, аллиқачан 30 жил илгири Мәсиһниң қурбанлиғи билән Мусаниң Қануни бекар қилинған болсиму, нурғун йәһудий етиқатчилар йәнила бу қанунни мәһкәм тутувалған (Рим. 10:4; Тит. 1:10). Әмәлийәттә, улар өз көзқаришини өзгәртиши үчүн 30 жил йетәрлик еди! Лекин улар йәнила өзгәрмигән. Шуңлашқа Паул шу хәтни әветип тәлим берип, уларниң чоңқур һәқиқәтләрни қобул қилишиға, йәни Йәһва Худаниң Әйса Мәсиһ арқилиқ йеңичә ибадәт қилишниң йолини ачқанлиғини көрүп йетишигә ярдәм бәрмәкчи болған. Униң хети йәнә ибраний Мәсиһ әгәшкүчилириниң йәһудийларниң қаршилиғиға қаримай, давамлиқ вәз ейтишта җүръәтлик болушиға ярдәм бәргән (Ибр. 10:19—23).
ӨЗ-ӨЗҮҢИЗГӘ ҺӘДДИДИН ЗИЯДӘ ИШИНИШТИН САҚЛИНИҢ
16. Иманда пишип йетилиш үчүн йәнә чоқум немә қилишимиз керәк?
16 Биз иманда пишип йетилгән етиқатчи болғандин кейин давамлиқ бу һалитимизни сақлаш үчүн тиришишимиз лазим. Шуңлашқа, биз өз-өзүмизгә һәддидин зиядә ишинип кетиштин қәтъий еһтият қилишимиз керәк (Кор. 1-х. 10:12). Биз давамлиқ алға илгирилигән-илгирилимигәнлигини көрүп йетиш үчүн өзүмизни давамлиқ тәкшүрүп турушимиз лазим (Кор. 2-х. 13:5).
17. Паул колосилиқларға язған хетидә иманда пишип йетилишниң муһимлиғини йәнә бир қетим қандақ тәкитлигән?
17 Әлчи Паул Колосилиқларға язған хетидә пишип йетилгән һалитимизни сақлашниң муһимлиғини йәнә бир қетим тәкитлигән. Гәрчә Колоси шәһәрдики етиқатчилар иман-етиқатта пишип йетилгән болсиму, Паул уларни бу дунияниң көзқаришиниң аздуруп кетишидин агаһландурған (Кол. 2:6—10). Колосидики җамаәтни яхши тонуйдиған Епафрас етиқатчи қериндашлириниң ишәнчиси камил болуши, йәни иманда пишип йетилиши үчүн давамлиқ дуа қилған еди (Кол. 4:12). Буниңдин шуни көрүшкә болидуки, Паул билән Епафрас һәр иккиси иманда пишип йетилгән һаләтни сақлап қелиш үчүн шәхсән тиришчанлиқ көрситиштин башқа йәнә Худаниң ярдимигә муһтаҗ болидиғанлиғини чүшәнгән. Улар Колоси шәһиридики етиқатчиларниң һәрқандақ қийинчилиқларға қаримай, иманда пишип йетилгән, йәни ишәнчи камил Мәсиһ әгәшкүчилири болушини үмүт қилған.
18. Пишип йетилгән етиқатчиға немә болуши мүмкин? (Рәсимгиму қараң.)
18 Паул Ибранийларға язған хетидә иманда пишип йетилгән етиқатчиниң Худаниң илтипатидин мәңгү айрилип қелиши мүмкинлиги һәққидә агаһландурған. Бир Мәсиһ әгәшкүчиси чин қәлбидин товва қилмиса, у Худаниң кәчүрүм қилишиға еришәлмәйду. Хошаллинарлиқ йери, ибраний етиқатчиларниң жүриги техи таштәк қетип кәтмигән еди (Ибр. 6:4—9). Бүгүнки күндә бәзи паалийәтсиз болуп қалған яки җамаәттин чиқирилған кейинчә товва қилидиған етиқатчиларға немә болиду? Улар кәмтәрлик билән товва қилса, өзлириниң Паул тилға алған Худаниң илтипатидин мәңгү айрилип қалидиғанларға охшимайдиғанлиғини көрситиду. Амма улар җамаәткә қайтип кәлгәндин кейин Йәһва Худаниң ярдимини қобул қилиши лазим (Әзәк. 34:15, 16). Ақсақаллар шундақ қериндашларниң қайта Йәһва билән мунасивитини әслигә кәлтүришигә ярдәм бериш үчүн тәҗрибиси мол етиқатчилардин ярдәм сориши мүмкин.
19. Алдимизға қандақ мәхсәтни қоюшимиз керәк?
19 Әгәр сиз иманда пишип йетилгән етиқатчи болуш үчүн тиришиватқан болсиңиз, шу мәхситиңизгә чоқум йетәләйсиз. Буниң үчүн давамлиқ қаттиқ роһий озуқлуқлар билән озуқлинип, техиму көпирәк Йәһва Худаға охшаш ой-пикир жүргүзүшни үгиниң. Әгәр аллиқачан пишип йетилгән бири болсиңиз, шу һалитиңизни давамлиқ сақлаш үчүн тиришиң.
ҚАНДАҚ ҖАВАП БЕРИСИЗ?
-
Иманда пишип йетилгән етиқатчи болуш немини билдүриду?
-
Иманда пишип йетилишимиз үчүн немә қилишимиз керәк?
-
Немә үчүн өзүмизгә һәддидин зиядә ишиништин сақлинишимиз лазим?
45-НАХША Алға бас!
a Гәрчә Ибраний Язмиларда «пишип йетилгән» вә «пишип йетилмигән» дегән сөзләр тилға елинмиған болсиму, бу сөз-ибариләрниң мәнасиға охшаш сөзләр бар. Мәсилән, Пәнд-нәсиһәтләр дегән китапта яш вә тәҗрибисиз киши билән дана вә иш уқидиған киши арисидики пәриқ селиштурулуп көрситилгән (Пәнд н. 1:4, 5).
b jw.org торбетидики вә JW Library® программисидики «Башқа мавзулар» дегән бәтниң астидики «Натоғра учурларни қандақ пәриқләндүрүш керәк» (рус) дегән бир қатар мақалиләрни оқуң.
c Бу журналдики «Шәхсий тәтқиқ үгиниши плани» дегән сәһипини көрүп чиқиң.
d СҮРӘТТӘ: Бурадәр телевизордики қайси программини көрүшни таллиғинида, илгири үгәнгән Муқәддәс китап принциплирини әмәлий қоллинип қарар чиқириватиду.